мәвлан тәңриқут
(2026-2-7)
язминиң бешини оқумақчи болсиңиз өтүкән сиясәт тәтқиқат мәркизи тор бетигә яки фейсбук сәһиписигә кириң. иран сиясий тарихиниң бу қисмида иран ислам җумһурийитиниң қурулуши, ислам инқилабиниң характери шундақла иран-ирақ уруши вә бу урушниң иран ислам җумһурийитигә көрсәткән тәсири баян қилиниду.
иран ислам җумһурийитиниң барлиққа келиши
шаһниң һакимийити вә ислаһатиға қарши өктичи күчләр 1970-йилларниң бешида иран нурғун хирисларға дуч кәлгәндә техиму қудрәт тапти. биринчидин, һөкүмәт үнүмсиз вә чирик болуп, шаһниң йеқинлири нефит експортидин кәлгән ғайәт зор байлиқтин һузурлиниватқан бир пәйттә, адәттики иранлиқлар нефит доллириниң кәйнидинла кәлгән пул пахаллиқидин азаб чикивататти. иккинчидин, иран милләтчилири 1970-йилиға кәлгәндә мәмликәт ичидә әллик миңдин артуқ һәрбий хадим вә хәлқ мәслиһәтчиси турғузған америкиниң алаһидә орниға болған наразилиқини күчәйтти. ахирида, чәтәлликләрниң көпләп мәвҗут болуши вә юқири қатламниң һәддидин зиядә баяшатлиқи арқилиқ сиңип киргән ғәрб мәдәнийити вә идийилири муһафизикар мусулманларни қаттиқ биарам қилди. улар ғәрбчә турмуш усулини исламни чириткүчи амил дәп қариди.
“ақ инқилаб” билән башланған ғәрблишиш вә заманивийлишиш гәрчә шаһ вә бир қисим иран хәлқини мәмнун қилған болсиму, диний тәбиқини асас қилған йәнә бир қисим иранлиқлар буниңдин шикайәт қилатти. йәнә бир мәсилә болса шаһниң инқилаби зиядә үзүл-кесил елип берилған болуп, әсли шаһниң һакимийитиниң муһим түврүклири болған йәр егилири вә йәрлик күчләр шаһ тәрипидин ислаһат долқунида һоқуқи вә байлиқиниң тартивелиниши билән әмди хомейни тәрәпкә өтүп кәткән иди. шаһниң һәшәмәт турмуши вә мустәбитлики наразилиқни техиму күчәйтивәтти вә өктичиләрниң реаллиқ вә суйиқәст нәзәрийәлирини (компло теорийәлири) айрип олтурмай шаһниң һакимийитигә қарши чиқишини кәлтүрүп чиқарди.
улар заманивилишиш җәрянини “мәдәнийәт йимирилиши”ни кәлтүрүп чиқиду, дәп қариди шундақла “заманивилишиш” дегән уқумға “ғәрблишиш” вә “ташқи тәсирниң сиңип кириши” дәп тәбир берип җәмийәттә өчмәнлик қозғиди. диний тәбиқә йәнә 1953-йилидики CIA ниң “ажакис һәрикити” ни тилға елип шаһни пиланланған сиясий өзгириш түпәйлидинла тәхттә олтурған дәп һуҗум қилди. бу арқилиқ “ақ инқилаб” ни бир миллий һәрикәт әмәс, бәлки америка империялизминиң бир қорали, ғәрбниң райондики һөкүмранлиқини капаләткә игә қилиш үчүн теңилған ят программа вә әнәниви земин игилириниң күчини сундуруш мәқсидидә америкилиқлар тәрипидин шаһқа мәҗбурий теңилған ислаһат дәп атиди.
ғәрб тәсириниң күчийиши көп сандики шиә моллиларниң һакимийәткә қарши бирликкә келишигә түрткә болди. тәшкилләш қабилийити юқири болған бу затлар “базари” дәп атилидиған содигәр иттипақдашлиридин маддий мәнбә, ишсиз қалған авамдин җәңчи, айәтуллаһ хомейнидин болса рәһбәрлик күчигә еришти. сүргүндә яшисиму, хомейни һәр хил васитиләр билән ирандики мурит вә шәйхлири билән болған алақисини һәргиз үзмиди; түркийә вә ирақтики нәҗәф шәһиридә турған мәзгилидә, у шәхсий мәктуп әвәтиш шундақла хутбә сөзлирини әрзан баһалиқ лентиларға елип иранға йошурун киргүзүш арқилиқ күнсери күчийиватқан бу қошунға йетәкчилик қилди. хомейни һөкүмәтниң қанунийлиқиниң аллаһтин келидиғанлиқини вә җәмийәт җәзмән түптин исламлишиши керәкликини оттуриға қойди вә буниң үчүн моллиларниң сиясий һоқуқни контрол қилиши керәкликини тәкитлиди.
1970-йилларниң ахириға кәлгәндә, иран иқтисади чекинип, шаһниң саламәтлики начарлашқан бир пәйттә, һөкүмәткә қарши һәрикәт техиму күчәйди. шуниң билән бир вақитта, америкиниң йеңи президенти җимми картер илгирики сиясәтләрдин ваз кечип, шаһ һөкүмитидин иранда кишилик һоқуқ вә пуқралар әркинликини яхшилашни тәләп қилди.
қарши күчләрниң мәдәнийәт җәһәттики наразилиқи, бай-кәмбәғәллик пәрқиниң чоңийиши, 1978-йилидики иран нефит киризисидин келип чиққан пул пахаллиқи, чириклик вә мустәбитлик шаһ һакимийитини аҗизлаштурди. 1978-йили вәзийәт техиму җиддийләшти. шаһтин нарази болған коммунистлар, сотсиялистлар, муһафизикар милләтчиләр вә исламчилар шаһқа қарши бирликсәп һасил қилди. бир радикал оқуғучилар гурупписи абадандики “рекис киноханиси” ға от қоювәтти вә нәтиҗидә 400 киши һаятидин айрилди. бу вәқә хәлқ арисиға шаһниң өктичиләргә дағ сүркәш вә бастурушни қанунийлаштуруш үчүн мәхпий сақчи тәшкилатиға қилдурған иши, дәп тарқитилди. шаһ бу қетим өктичиләрни пәсәйтиш үчүн бир қисим диний лидерларни қоюп бәрди, империйә калиндарини бикар қилди, қимарханиларни тақиди. әмма булар өктичиләрни пәйлидин яндуралмиди. сентәбирдә намайиш техиму радикал түс алди вә шаһниң әскәрлири уларға оқ чиқирип 87 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди.
бу вақитта хомейни ирақтин франсийәгә сүргүн қилинған болуп, парижниң сиртидики нофил ле шато (Neauphle-le- Château) районида өз шитабини қурди. униң франсийәгә келиши хомейни вә униң һәрикитиниң дуня мәтбуатлири вә таратқулириниң диққәт мәркизигә келишигә түрткә болди. бу йеңи пурсәт иран ичидики ярдәмчилири билән телефон алақиси орнитишни техиму қолайлиқ һаләткә кәлтүрүп, өктичиләр һәрикитиниң техиму системилиқ маслишишиға шараит яратти. шуниң билән бир вақитта, иранниң сиясий вә диний рәһбәрлириниң уни зиярәт қилип, биваситә мәслиһәтлишишигә йол ачти. “миллий фронт” рәһбири санҗаби 1978-йили ноябирниң бешида хомейни билән көрүшүп хомейниниң шаһни тәхттин чүшүрүш вә “демократик һәм исламий” бир һөкүмәт тикләш тәлипигә рәсмий садиқлиқини билдүрди.
сентәбир ейидин башлап, нефит санаитиниму өз ичигә алған аммиви саһәдики ишчи-хизмәтчиләр чоң көләмдә иш ташлап сиясий түзүмни өзгәртишни тәләп қилди. йәнә келип 1978- йили язға кәлгәндә, дөләтниң әң муһим ташқи перевот мәнбәси болған нефит ишләпчиқириши %80 төвәнләп кәткән иди. демәк һөкүмәт иқтисадий җәһәттинму җан талашмақта иди. шаһ 5-ноябирда пүткүл хәлққә хитаб қилип, “хәлқ инқилаби” ниң бәрмәкчи болған сигналини чүшәнгәнликини етирап қилди, өтмүштики хаталиқларни түзитишкә вә ислаһат елип беришқа вәдә бәрди. җәмийәттики наразилиқ кәйпиятини пәсәйтиш мәқситидә 132 нәпәр юқири дәриҗилик рәһбәр вә әмәлдарни қолға алди; йәнә хомейниниң сәпдиши айәтуллаһ һүсәйин әли мунтәзирини өз ичигә алған 1000 дин артуқ сиясий мәһбусни қоюп бәрди.
бирақ, хомейни шаһниң вәдилирини “әрзимәс” дәп рәт қилди вә намайишларни давамлаштурушқа чақирди. иш ташлашлар қайта әвҗ елип, һөкүмәтни пүтүнләй паләч қилип қойди. намайишчилар билән һәрбийләр оттурисидики тоқунушлар күндилик адәткә айланди. 1978-йили 9- вә 10-декабир күнлири теһран вә башқа вилайәтләрдә нәччә йүз миңлиған киши һөкүмәткә қарши намайиш қилди. шаһ өктичи хәлққә күч ишлитип мәғлуп болғандин пәһливи ханданлиқини қоғдап қелишни әвзәл көрди вә 1979-йили 16-январда өз оғлини тәхткә чиқирип иранни мәңгүлүк тәрк әтти.
шаһ билән қарши күчләр оттурисидики анда-санда шиддәтлик җәңләр бир ай давамлашқан болсиму, февралда хомейни сүргүндин қайтип кәлгәндә шаһ тәрәпдарлириниң үмиди үзүл-кесил йоқалди. у күнсери сани ешип бериватқан өктичи иранлиқлар тәрипидин “қутқазғучи” сүпитидә қарши елинди. хомейни франсийәдин бир айропиланни кира қилип аилиси вә йеқин адәмлиридин башқа 100 дин көп хәлқаралиқ мухбирни өзи билән биллә иранға елип кәлди. ню-йорк вақит гезити “хәлқ хушаллиқидин немә қилишини биләлмәй қалди” дәп хәвәр ишлиди. хомейниниң қол астидикиләр аллиқачан пайтәхт теһранни вә көплигән чоң шәһәрләрни контрол қиливалған болуп, өз һоқуқини тез сүрәттә йезиларға кеңәйтивататти. хомейни тәрәпдарлири қораллиқ күчләр вә һөкүмәт ичидики шаһниң әмәлдарлирини тазилап, йүзлигән адәмни қәтли қилди вә нурғунлиған кишиләрни түрмигә ташлиди.
әмди инқилаб йеңи бир шәкил алди, диний күчләр бир ислам җумһурийити қурушқа киришти. бу нишан хомейниниң һөкүмәт вә мәдәнийәтниң барлиқ тәрәплиридә диний һөкүмранлиқни тикләш арзуси билән мас келәтти. бу җәрян хомейнини өмүрлүк “алий рәһбәр” қилип бекиткән йеңи асасий қанун билән башланди. у әмди барлиқ һөкүмәт әмәлдарлирини тәйинләш вә мәҗлисниң (парламентниң) һәр қандақ қарарни рәт қилалайдиған “нигаһбанлиқ кеңиши” әзалириниң йеримини таллаш һоқуқиға игә болди. қисқа вақит ичидә кона түзүмниң барлиқ әсәрлирини вәйран қилип, ислам җумһурийити тикләнди. шаһниң вақтида мәҗбурий чәкләнгән һиҗаб әмди хомейни тәрипидин кийиш мәҗбурий қилинди. бәлгилик диний теминиң сиртидики сиясий муназириләргә йол қоюлмиди, иранлиқлар ғәрб мәдәнийитидин йирақ турушқа риғбәтләндүрүлди, һәтта буниңға мәҗбурланди. йәни иранда пүтүн җәрян тәтүригә яндурулди.
гәрчә көп сандики иранлиқлар падишаһлиқниң ағдурулушини қарши алған болсиму, әмма падишаһлиқниң орниға диний һакимийәтниң келишигә қарши чиққучиларму аз әмәс иди. 1979-1980-йиллири арилиқида, бу қаршилиқ инқилабниң өз ичигә қарап бурулуши билән сиясий ички низа вә зораванлиқниң мәнбәсигә айланди. бир йил илгирики шаһни ағдуруш тиришчанлиқидәкла шиддәтлик болған бу күрәш, мәркизий һоқуқни аҗизлитип, нурғун радикал гуруппиларниң гүллинишигә шараит яратти. солчил секуларлар буларниң арисида болуп, улар моллиларға қарши партизанлиқ уруши елип барди, бу 1980-йили миңдин артуқ һөкүмәт хадимлириниң суйиқәсткә учришини кәлтүрүп чиқарди.
иран ислам инқилабиниң характери
хомейни йетәкчиликидики ислам инқилаби тарихтики башқа либерал яки солчил инқилаблардин түптин пәрқлинәтти. мәсилән, 1789-йилидики франсийә инқилаби явропа “ақартиш дәври”ниң әркинлик, баравәрлик вә қериндашлиқ идийилири үстигә қурулған иди. русийә вә хитай инқилаблири болса марксизмлиқ секулар роһ астида, зулум қилғучи сиясий вә иқтисадий системилардин азад болушни нишан қилған иди. буниңға селиштурғанда, иран инқилаби мәйли мәзмунида болсун яки шәклидә болсун, пүтүнләй исламий бир диний инқилаб иди.
бу инқилаб шиә мәзһипидики “җапа-мушәққәткә чидаш”, “шаһадәт” пиринсиплири вә секулар пәһливи сулалисиниң һөкүмранлиқиға қарши туруш арқилиқ иранниң исламий кимлики, нормилири вә қиммәт қарашлирини қоғдаш ғайиси әтрапида шәкилләнди. айәтуллаһ хомейни “нә шәрқ, нә ғәрб, пәқәт ислам җумһурийити” дегән шуар арқилиқ иранлиқларни қозғиди. амминиң диний һессиятиға хитаб қилиш арқилиқ уларни мувәппәқийәтлик сәпәрвәр қилди.
бу инқилаб оттура шәрқ районида 1- дуня урушидин кейин шәкилләнгән секулар сиясий йүзлинишләр билән болған алақини кәскин йосунда үзди. 1923-йили осман империйәсиниң парчилиниши һәмдә явропачә секуларлик, улус дөләт уқумлириниң районға кириши оттура шәрқниң сиясий тәртипини қайтидин бәлгилигән иди. түркийә җумһурийити ататүркниң йетәкчиликидә оттура шәрқтин узақлишип секулар заманивилишишни қоғлишиш арқилиқ сиясий система вә мәдәнийәт җәһәттә явропани үлгә қилған иди.
ататүркниң йолини тутқан иран шаһиму иранға бәлгилик дәриҗидә ғәрблишиш, секуларлишиш вә заманивийлишишни елип кәлгән иди. хомейниниң ислам инқилаби болса район сияситидики бу секулар йүзлинишни рәт қилди вә сиясәт һәмдә һөкүмәт ишлирида исламий етиқадқа асасланған бир системини қәтийлик билән оттуриға қойди.
хомейниниң нәзиридә, ғәрбниң тәпәккуридики билим яритиш вә җәмийәтни яхшилашниң бирдинбир йоли сүпитидә пәқәт илмий әқилгә тайиниш хата иди. униң пикричә, сиясий түзүм йәни ислам җумһурийити инсанийәт җәмийитини бир пүтүн гәвдә сүпитидә йетәкләштә илаһий вәһийләрниң муһимлиқини алдинқи орунға қойиду һәмдә иқтисадий адаләт, иҗтимаий маслишишчанлиқ вә сиясий мурәссә үчүн әхлақий ойлинишни асас қилиши керәк иди.
хомейниниң ислам инқилабиниң мәркизидә “мустәқиллиқ, әркинлик вә ислам җумһурийити” дегән шуар ятатти. у чүшәндүргән “мустәқиллиқ” уқуми икки муһим нуқтидин тәркиб тапиду:
1) ғәрб либерализминиң вә шәрқ сотсиялизминиң (хитай вә русийәниң демәкчи) идеологийәлик үстүнлүкини рәт қилиш.
2) дөләт ичи башқуруш вә ташқи мунасивәтләрни қайтидин лайиһәләштә исламий идеологийәлик қаидиләрни алдинқи орунға қоюш арқилиқ, иран вә мусулман дуняси ичидики ғәрбниң тәсирини йоқитиш.
пәвқуладдә тарихий дәврдә, йәни 1970-80- йиллардики иран вә дуня сиясий атмосферасида, империялистик һөкүмранлиқтин азад болуш, дөләт ичи вә ташқи ишларда мустәқил болуш, ғәрб вә шәрқниң үстүнлүкини рәт қилиш, исламий болуш, шундақла һәқиқәтни тепишта вәһийни әқилдин үстүн тутуш… қатарлиқ идийәләр иранда көп санлиқ кишиләр үчүн җәлпкар иди. йәнә келип хомейни вә униң әгәшкүчилири бу ислам җумһурийитини шәхсниң мал- мүлкигә айландуруп қоймастин, бир қатар тиришчанлиқлар арқилиқ бир сиясий системиға айландурди. бу бәлким иран шиә моллилириниң әң чоң сиясий мувәппәқийити болуши мумкин. гәрчә һоқуқ иранниң қум шәһиридин чиққан диний сәрхилларниң қолида болсиму шундақла иран хәлқиниң бир қисминиң мәнпәәтигә вәкиллик қилсиму “диний даһий” ниң бир җәмәтниң қолиға чүшүп қалмаслиқи вә шәкил җәһәттин болсиму сайлам вә мәҗлисиниң болуши бу җумһурийәтни шәхсийләшкән һакимийәт әмәс бәлки өз механизми бар сиясий системиға айландурған иди.
әмма һакимийәтниң һәм “исламий” һәм “җумһурийәт” характеригә игә болуши бир қарашқа яхши бир сиясий бирикиштәк көрүнгини билән, хәлқни қаймуқтуридиған, дөләтни болса мәсилини өзи халиған тәрәпкә изаһлаш арқилиқ бастуруш даирисини кеңәйтишкә земин һазирлап бәргән. болупму иранниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң йилтизи униң асасий қанунидики “теократийә” (диний һакимийәт) билән “демократийә”ниң парадокис характерлик бирикишидә ятиду.
асасий қанунда гәрчә пикир әркинлики, мәтбуат әркинлики вә баравәрлик тилға елинған болсиму, әмма бу һоқуқларниң һәммиси “ислам пиринсиплириға уйғун болуш” дегән шәрт билән чәкләнгән. тәһлил нуқтисидин қариғанда, бу сөзләр суйиистемал қилинишқа очуқ қоюлған болуп, бу хил “тузақ маддилар” даим һөкүмәтниң өктичиләрни “ислам әқидилиригә хилап” яки “дөләт бихәтәрликигә тәһдит” дәп бастуруши вә сиясий паалийәтчиләрни җимиқтуруши үчүн қануний ниқаб болуп хизмәт қилмақта. 1989-йили мартта, хумәйниниң вариси айәтуллаһ мунтәзири иран ислам һакимийитини мәтбуат чәклимиси, сиясий мәһбусларға тутулған позитсийә вә түрмә шараити қатарлиқ җәһәтләрдә “шаһ дәвридикидинму начар” дәп ашкара тәнқид қилди. у йәнә хумәйнини әркин муназирини боғуп ташлаш вә җамаәт пикридин йирақлишип кетиш билән әйиблиди. буниңға қарши хумәйни уни рәһбәрлик ролиға мас кәлмәйду дәп варислиқ салаһийитини елип ташлиди. бу әмәлийәттә бу һакимийәтниң демократийә, кишилик һоқуқ қатарлиқ җумһурийәткә аит пиринсипларниң пәқәт һакимийәткә мас келидиған тәрипини қоллайдиғанлиқини, әмма вақти кәлгәндә һәрхил ениқлима бериш арқилиқ буларни чәйләп өтүп кетидиғанлиқини көрситиду.
иран ислам инқилаби һөрлүк вә баравәрлик шуари билән башлинип ахирида, болупму кейинки дәврләрдә шаһтинму мустәбит бир һакимийәтни барлиққа кәлтүрди. мәсилән 1989-йили майда хумәйни асасий қанунға түзитиш киргүзүш йиғинини чақирди. йиғин 1979-йилдики асасий қанунға бир йүрүш чоң түзитишләрни киргүзди; буниң мәқсити һоқуқни мәркәзләштүрүш, рәһбәрниң һоқуқини ашуруш вә дөләт аппаратлири үстидики диний затларниң контроллуқини мустәһкәмләш иди.
йәнә келип идеологийә үстигә қурулған ташқи сиясити иран иқтисадиға қаттиқ зәрбә бәрди. бу сәвәбтин иран иқтисади җәһәттинму шаһниң дәвридики һаләткә һәргиз йетәлмиди. һакимийәтни мустәһкәмләш йолидики диктатурлуқ күнсери күчийип маңди вә нәтиҗидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики нормал һадисигә айлинип қалди вә иран йилда оттура һесаб билән 1000 әтрапида кишигә өлүм җазаси беридиған бир дөләткә айланди.
иран-ирақ уруши вә ислам җумһурийитиниң улиниң мустәһкәмлиниши
йеңила қурулған иран ислам җумһурийити һәм шиә әқидиси үстигә қурулған һәмдә исламий бир система дәп тәшвиқ қилинғанлиқтин районлуқ күчләр вә америка қатарлиқ дуняви күчләрниң қаттиқ диққитини тартти. йәнә келип хумәйни һөкүмитиниң өзини пүтүн дуня мусулманлириниң азадлиқи үчүн күрәш қилидиған җиһадий һакимийәт дәп җакарлиши вә бу инқилабни районға експорт қилмақчи болуши ирақ башчилиқидики сүнний мусулман һакимийәтләрниң сәзгүрликини қозғиди. нәтиҗидә иран вә ирақ арисида узунға созулған бир уруш мәйданға кәлди. бу урушниң җәрянини вә иранға көрсәткән тәсирини чүшиниш үчүн бир аз арқиға қайтайли.
1979- йили 22-өктәбир, еғир кесәл болуп қалған шаһ давалиниш үчүн америкиға кәтти. инқилабчилар шаһниң бу зиярәттин пайдилинип, ислам җумһурийитини ағдуруп ташлаш урунуши үчүн америкиниң қоллишиға еришишидин әнсириди. (шаһ болса панамада панаһланған иди, әмма қайтуруп берилиштин әнсирәп, 1980-йили мартта туюқсиз мисирға кәтти вә төт айдин кейин у йәрдә вапат болди.) 1-ноябир, ислам җумһурийитиниң тунҗи баш министири мәһди барзган алҗирийәдә мустәқиллиқ байрими тәбрикләш паалийитигә қатнишиватқанда, пирезидент картерниң миллий бихәтәрлик мәслиһәтчиси збигнйев бжезински билән көрүшти. шу күни теһранда йүз миңлиған киши шаһни қайтуруп келишни тәләп қилип намайиш қилди, мәтбуатлар болса барзганни америкиниң муһим бир әмәлдари билән көрүшкәнлики үчүн әйиблиди.
1979-йили 4-ноябирда өзлирини “имам йолидики оқуғучилар” дәп атиған бир түркүм хомейни тәрәпдари оқуғучилар америка әлчиханисини ишғал қилип, 60 тин көп дипломатийә хадимини тутқун қилди вә шаһни қайтуруп беришни тәләп қилди. 1980-йили апрелда, америка иранниң шәрқидики тәбәс йеқинлириға айропилан вә әскәр чүшүрүп гөрүгә елинғанларни қутқузушқа урунди, әмма мәғлуп болди. 1981-йили сентәбирдә, иран һөкүмити ғәрбий германийәдә америка вәкиллири билән йошурун сөһбәт өткүзди. нәтиҗидә гөрүгә елинған дипломатлар 444 күн тутуп турулғандин кейин 1981-йили 20-январ, роналд реган америка пирезиденти сүпитидә қәсәм бериш мурасими өткүзүлгән пәйттә қоюп берилди. буниң бәдилигә, америка пирезидентниң буйруқи билән тоңлитип қоюлған 11 милярд доллардин артуқ иран мәблиғини қоюп бәрди. америка йәнә иранниң ички ишлириға арилашмайдиғанлиқини ейтти. бу содилишишни хомейни қоллиғучилириға америкидәк дуняви дәриҗидин ташқири күчни баш әгдүрдуқ, дәп тәшвиқат қилди. бу тәшвиқат ирандики диний тәбиқә, милләтчи вә башқа “игилик һоқуқи тәрәпдарлири” ниң қизғин алқишиға еришти.
хомейни буниңдин кейинла радикал сиясәтләрни йолға қоюп инқилабтики иттипақдашлирини дөләттин тазилашқа киришти. җәмийәттики тазилашта болса секулар милләтчиләр, коммунизмчилар вә сотсиялистларниму өз ичигә алған солчи партизанлар вә мөтидил диний лидерлар тазилашниң асаслиқ нишани иди. ташқи сиясәттә исраилийәни қанунсиз дөләт дәп елан қилди вә пәләстингә ярдәм қилишни муқәддәс буруч дәп җакарлиди. у йәнә парс қолтуқидики әрәб хәлқини америка қоллиған “қорчақ реҗимлар”ға қарши турушқа чақирди әмма бу чақириқ бәк писәнткә елинмиди. чүнки сүнний әрәбләр хомейниниң инқилабини бир шиә инқилаби дәп қариди. шиәликтики ахирқи имам (имам мәһди) қайтип кәлгүчә сиясий җәһәттә сүкүт қилиш әнәниви қаришиға селиштурғанда, хомейниниң “вилайити фиқиһ” тәлимати шиә диний алимлириниң имам мәһдиға һәқиқий вәкиллик қилалайдиғанлиқини вә у қайтип кәлгүчә күндилик сиясий-мәмурий ишларни бир тәрәп қилиши керәкликини тәкитләйду. бу хил диний изаһат сүнний әрәбләр үчүн җәлпкар әмәс иди. чүнки сүнний җәмийитиниң сиясий тәртипи тарихтин бери хәлипиләр тәрипидин, биринчи дуня урушидин кейин болса падишаһлар, шәйхләр, әмирләр вә түрлүк диктаторлар тәрипидин башқурулуп кәлгән иди.
әмма хомейниниң “вилайити фиқиһ” тәлимати вә иранда бу тәлимат асасиға қурулған бир ислам җумһурийитиниң қурулуши шиәләр яшайдиған (аз яки көп болсун) әрәб дөләтлирини қаттиқ әнсирәтти. улар ирақни бу “шиә тәһдиди” гә қарши бир мудапиә қорғини сүпитидә қолланди.
ирақ пирезиденти садам һүсәйин хумәйни реҗимини ағдуруп ташлаш вә иранда техиму достанә бир һөкүмәт қурушни нийити билән 1980-йили 22-сентәбир қуруқлуқ вә һавадин иранға кәң көләмдә таҗавуз қилип кирди. йеңи ислам җумһурийити бөшүкидә оҗуқтурулуш хәвпигә дуч кәлди. әмма қизиқарлиқ болғини бу уруш әмәлийәттә бу җумһурийәтниң улини чиңитти вә қурулушини тамамлиди. хомейни ираққа қарши җиһад елан қилди. һәтта 12-16 яш арисидики миңлиған яшларниң қолиға тәйвәндин (бәзи мәнбәләрдә хитайдин) сетивалған (мәнбәләрдә 500 миң әтрапида дейилгән) пиластик ачқучни “җәннәтниң ачқучи” дәп тутқузди вә алдинқи сәпкә җәңгә вә мина тазилашқа әвәтти. бу яшлар шеһит болғанда “җәннәтниң ачқучи” билән җәннәтниң дәрвазисини ачатти вә һәтта аилисиниму өзи билән елип җәннәттә яшайти.
бу җиһад чақириқлириға қошулуп шаһ дәвридин қепқалған заманиви қораллар ирақ билән болған урушта интайин муһим рол ойниди. мәсилән шаһтин F-14 көрәшчи айропиландин 79 и қепқалған болуп урушниң дәсләпки алтә ейида аз дегәндә 50 айропилан урушқа қатнаштурулди вә һава урушида ирақни мәғлуп қилди. иран болса пәқәт бирла айропилан зиян тартти. 1982-йили әтияз вә яз айлирида елип берилған бир йүрүш һуҗумлар нәтиҗисидә, иран ирақ күчлирини иран земинидин толуқ қоғлап чиқарди. юқири дәриҗилик рәһбәрлик қатлимидики бәзиләр чеградин өтүп ираққа киришни вә садам һүсәйин ағдурулғучә урушни давамлаштурушни тәшәббус қилди; йәнә бәзиләр һәрбий һәрикәтни иран чегрисида тохтитишни оттуриға қойди. ираққа кириш тәрәпдарлири ғәлибә қилип, урушни йәнә бәш йил узартти. иран күчлири 1983-йилдики һуҗумларда ирақ земининиң бир қисмини игилиди, 1985-йили истратегийәлик бәсрә-бағдад ташйолини үзүп ташлашқа аз қалди. 1987-йили январда, иран өзиниң бәш йилдин буянқи әң чоң вә әң яхши тәйярланған “кәрбала 5” һәрикити арқилиқ порт шәһири бәсрәгә еғир тәһдит салди. бирақ, иранлиқлар мутләқ ғәлибигә еришәлмиди. садам һүсәйин совет иттипақи вә франсийәдин сетивалған айропилан вә башқурулидиған бомбилар билән өч елиш характерлик қайтурма һуҗумға өтти. иранниң нефит әслиһәлирини бомбардиман қилди һәмдә иран шәһәрлиригә башқурулидиған бомба вә бомба һуҗуми башлиди. у йәнә иран қошунлириға қарши зәһәрлик газ ишләтти.
иранниң 1987-йили январдики һуҗуми хитай вә шималий корейә шундақла йәнә америкидин сетивалған қораллар билән мумкин болған иди. реган һөкүмити 1985-1986-йиллири никарагуадики коммунизмға қарши күчләрни пул билән тәминләш үчүн, иранға 2000 дин артуқ танкиға қарши башқурулидиған бомба вә һава мудапиә башқурулидиған бомба системисиниң запчаслирини сатқан. иран башта сөзләп өткән “гөрүгә елинғанларни алмаштуруш” келишими билән иран вә америкиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири оттурисида алақә орнатқан вә бу қоралларниң иранға сетип берилиши әмәлийәттә бу алақиниң мәһсули иди. иран йәнә ливанда гөрүгә елинған үч америкилиқни қоюп бәрди. бирақ, 1986-йили ноябирда ливанниң бир һәптилик гезитидә ашкариланған бу мәхпий келишим, иран вә америкида зор талаш-тартиш пәйда қилди вә ашкариланғандин кейин давамлаштуруш мумкин болмиди.
униңдин башқа, иранниң ирақ үстидин ғәлибә қилишиниң әрәб иттипақдашлириға елип келидиған тәсиридин әнсиригән реган һөкүмити йөнилишини өзгәртип, садам һүсәйингә ахбарат, иқтисадий ярдәм, бәзи қораллар вә дипломатик җәһәттин мәдәт беришкә башлиди. 1987-йили июлда, америкиниң зор бир түркүм уруш парахотлири вә авиаматкилириниң йетип келиши, шундақла иран хәлқара қорал базиридин дегүдәк чәклинип қалған бир пәйттә садам һүсәйинниң қораллиниш иқтидари, уруш вәзийитини иранға қарши һаләткә өзгәртивәтти. 1988-йили апрел билән июл арисида, америкиниң мәхпий ярдими билән, ирақ күчлири иран қошунлирини ирақ земинидин қоғлап чиқарди вә иран земининиң бир қисмини игиливалди. 1988-йили 18-июлда, иран ахири б д т ниң һазирқи орунда уруш тохтитишни тәләп қилған 598-номурлуқ қарарнамисини қобул қилди. хумәйни бу қарарни “мән үчүн зәһәр ичкәндинму өлүмчи (аччиқ)” дәп тәсвирлиди.
тәхминән бир милйон адәмниң өлүмигә сәвәб болған вә сәккиз йилға йеқин давамлашқан уруш, америка әлчиханисидики тутқун киризиси билән бирлишип, ислам җумһурийитигә болған қоллашни ашурди; бу қоллаш болса хомейниниң өз реҗимини мустәһкәмлишигә вә дөләт ичидики өктичиләрни йоқитишиға яки сүкүткә мәҗбурлишиға пурсәт яритип бәрди. уруш ахирлашқан 1988- йилида болса иран һәм хомейниниң идеологийәси билән қоралланған һәм уруштин пишип чиққан күчлүк инқилаби бир һәрбий қошунға игә болди. бу қошун әлвәттә кәлгүсидә хомейни вә из басарлириниң мустәбит һөкүмранлиқи үчүн хизмәт қилатти. иран йәнә ислам инқилабини чегра сиртиға йейип ливандики шиә сиясий вә һәрбий тәшкилат болған “һизбуллаһ”ни йетиштүрүп чиқарди; бу тәшкилат исраилийәгә тақабил туруш шуари билән тәрәққий қилди вә кеңәйди.
пайдиланған мәнбәләр
• Abrahamian, E. (2013). The coup: 1953, the CIA, and the roots of modern U.S.-Iranian relations. The New Press
• Abrahamian, Ervand. 2009. “Mass Protests in the Islamic Revolution, 1977–79.” in Civil Resistance and Power Politics: The Experience of Non-violent Action from Gandhi to the Present, edited by A. Roberts and T. G. Ash. Oxford: Oxford University Press
• Afkhami, Gholam-Reza (2009). The Life and Times of the Shah. University of California Press
• Amanat, Abbas, (2017). Iran: A Modern History. Yale University Press
• Ansari, A. M. (2001). The Myth of the White Revolution: Mohammad Reza Shah, “Modernization” and the Consolidation of Power. Middle Eastern Studies, 37(3), 1–24. http://www.jstor.org/stable/4284172
• Ansari, A. M. (2007). Modern Iran: The Pahlavis and after. Pearson Longman
• Bonakdarian, M. (2006). Britain and the Iranian Constitutional Revolution of 1906–1911: Foreign policy, imperialism, and dissent. Syracuse University Press
• Curtis, G. E., & Hooglund, E. (Eds.). (2008). Iran: A country study (5th ed.). Library of Congress
• Dunn, J. P. (2023). Iranian Revolution. EBSCO Knowledge Advantage. https://www.ebsco.com/research-starters/history/iranian-revolution
• Elhan, N., & Karaoğlu, O. (2022). Uluslararası Dostluk Çerçevesinde Türkiye-İran İlişkileri: Mustafa Kemal Atatürk ve Rıza Şah Pehlevi. İran Çalışmaları Dergisi, 6(2), 203-226. https://doi.org/10.33201/iranian.1179401
• Filseth, T. (2022, January 1). How America’s F-14 Tomcats saved Iran from destruction. The National Interest. https://nationalinterest.org/blog/reboot/how-americas-f-14-tomcats-saved-iran-destruction-198710
• Katouzian, H. (2009). The Persians: Ancient, mediaeval and modern Iran. Yale University Press
• Kinzer, S. (2003). All the Shah’s men: An American coup and the roots of Middle East terror. John Wiley & Sons
• Milani, A. (2011). The Shah. Palgrave Macmillan
• Yergin, D. (2008). The Prize: The epic quest for oil, money & power. Free Press
• Sciolino, E. (2005). Persian mirrors: The elusive face of Iran. Free Press
• Zhou, J. The party that toppled a dynasty and changed the Middle East forever. Young Diplomats Society, https://www.theyoungdiplomats.com/post/the-party-that-toppled-a-dynasty-and-changed-the-middle-east-forever
• Mohammed Nuruzzaman, (2019). The Iranian Revolution at 40: Shifting Grounds, Continuing Resilience, E-International Relations, https://www.e-ir.info/2019/03/14/the-iranian-revolution-at-40-shifting-grounds-continuing-resilience/
