мәвлан тәңриқут 2026-03-22
рәсимниң мәнбәси: с н н
истихбарат тилға елинсила кишиләрниң каллисиға исраилийә вә америка келиду. демисму бу икки дөләт бу җәһәттә ғайәт зор иқтисад, инсан вә техника күчигә игә болуп, бу күчини ишқа селип иран вә униң вәкил күчлиригә нуқтилиқ, тоғра вә үнүмлүк зәрбә бәрмәктә. хамас, һизибуллаһ, һәтта иранниң әң юқири дәриҗилик рәһбәрлирини йоқ қилди вә қилмақта. әмма иранниңму истхбарат җәһәттә унчә аҗиз әмәслики көпинчә кишиләрниң әқлигә кәлмәйду. бу язмида иранниң америкиға қарши елип барған наһайити мувәппәқийәтлик истихбарат ғәлбиси баян қилиниду.
иран уруши күчәйгәнсери, вашингтонниң әң сәзгүр мәркәзлиридә қайтидин тилға елинишқа башлиған исимлардин бири бир америкилиқ қачқун болуп, у америкиниң мәхпийәтликлирини пишшиқ билидиған, әмма һазир бир заманларда өзи хизмәт қилған америкиға қарши иранға хизмәт қиливатқан болуши мумкин болған моника вит (Monica Witt) исмлик бир аялдур. хәвәрләргә қариғанда, у иранниң қолидики әң хәтәрлик җасус болуп, америка қошма шитатлири федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған шәхистур.
моника илгири америка һава армийәсиниң “әксил җасуслуқ” яки “җасус овчилиқи” (Counterintelligence) мутәхәссиси болуп, 2013 – йили америкидин удул иранға қачқан. америка тәкшүрүш хадимлириниң ейтишичә, ислам инқилаби муһапизәтчилири қошуни (IRGC) билән алақиси бар җасуслар уни қечиштин илгири әстайидиллиқ билән тәрбийәлигән вә өз тәрипигә тартивалған. моника адәттики бир офитсер әмәс иди; мәлуматларға қариғанда, у мәхпийәтлик дәриҗиси юқири болған ахбаратларға, җүмлидин иранда паалийәт қиливатқан америка истхбарат хадимлириниң кимликигә вә чәтәл алақисини тосуш усуллириға мунасивәтлик мутләқ мәхпий архипларни көрүш һоқуқиға игә иди. аридин он йилдин артуқ вақит өткәндин кейин, мутәхәссисләр мониканиң америка вә исраилийәгә қарши давамлишиватқан урушта иран үчүн һалқилиқ рол ойнаватқан болуши мумкинликигә ишиниду. иран аллибурун тор һуҗумлири вә муһим нефит йоллиридики истратегийәлик тосалғулар арқилиқ өз иқтидарини намайән қилди. һазир тәһлилчиләр мониканиң ички мәлуматлириниң шу хил инкасларни шәкилләндүрүшкә ярдәм бериватқан болуши мумкинликидин агаһландурмақта.
моника 1979 – йили 8 – апрел тексас штатиниң әл пасо (El Paso) шәһиридә туғулған. әл пасо мексика билән чеградаш бир шәһәр болуп, у йәр охшимиған мәдәнийәтләр бир гәвдигә айланған бир райондур. моника оттура қатлам бир аилидә чоң болған болуп, униң һаятини әң бешидинла башқилардин пәрқлиқ қилған нәрсә униң анисиниң йоқлуқи иди. мониканиң балилиқ дәвригә алақидар мана мушуниңдәк бир қанчә ушшақ мәлуматлардин башқа көп мәлумат йоқ. 1997 – йили әмдила 18 яшқа киргән моника һаятидики әң чоң қарарлардин бирини алди, йәни америка һава армийәсигә кирди. бу таллаш тексаслиқ бир яш қиз үчүн, болупму 90 – йиллар үчүн интайин җәсуранә бир қәдәм иди. һава армийәси әрләр үстүнлүкни игилигән вә риқабәт интайин күчлүк бир саһә болуп, адәттики кишиләр кирәләйдиған дуня әмәс. әмма моника адәттики кишиләрдин әмәс иди; у әқиллиқ, ғайилик вә қәтий ирадилик қиз иди.
узақ өтмәйла, униң ахбарат тәһлили вә чәтәл тили өгиништики таланти қоманданлириниң диққитини тартти. у әмди пәқәт бир әскәр әмәс, бәлки ахбарат саһәсидики бир “җадугәр әқил” сүпитидә етирап қилинишқа башлиди. моника һәрбий дәриҗиләрдә тез өрләп, “мутләқ бихәтәрлик рухсити” ( Top Secret Clearance-TS) гә еришкән санақлиқ кишиләрдин биригә айланди. бу рухсәт бир йошурун дуняниң ачқучи иди шундақла әксил җасуслуқ (Counterintelligence) һәрикәтлири- йәни “җасус овлаш” һәрикәтлири, мәхпий мәнбәләрниң кимлики вә америкиниң дуняниң һәрқайси җайлиридики сәзгүр пиланлири һәққидики учурларға еришишни көрситәтти.
йәни моника америка истихбарат мәшғулатлириниң мәркизидә иди. 1998 – йили февралда, униң тил иқтидари йәнә бир қетим көзгә көрүнди; һава армийәси уни калифорнийәдики дөләт мудапиә тил институтиға парс тили өгиниш үчүн әвәтти. немә үчүн парс тили? у чағда оттура шәрқ америка мәнпәәти үчүн әң сәзгүр районлардин бири иди. 1979 – йилдики иран ислам инқилабидин кейин, иран америка ташқи сиясити үчүн чоң бир хирисқа айланған болуп, парс тилини пишшиқ билиш моникани истратегийәлик бир хадимға айландуралайтти. у зор тиришчанлиқ вә қизғинлиқ билән өгинип, 1999 – йили апрелда тил курсни мувәппәқийәтлик тамамлиди. әмди моника пәқәт бир истихбарат мутәхәссисила әмәс, бәлки оттура шәрқ райондики әң мурәккәп дөләтләрдин бириниң тилниму билидиған шәхскә айланған иди.
парс тилини билиш уни интайин сәзгүр вәзипиләргә тәйярлиди, әмма бу вәзипиләрниң кәлгүсидә униң тәқдирини пүтүнләй өзгәртиветидиғанлиқини өзиму билмәйтти. 1999 – йилидин 2003 – йилиғичә, моника гретсийә, сәуди әрәбистан, қатар вә ирақ қатарлиқ дөләтләрдики һәр хил истратегийәлик базиларда хизмәт қилди. у чарлаш айропилан әтрәтлиридә тил тәһлилчиси вә бошлуқ кириптографийә (йошурун йезиқ) мутәхәссиси (Airborne Cryptologic Language Analyst) болуп ишлиди.
бу йәрдә язминиң техиму чүшиншлик болуши үчүн бәзи аталғулар һәққидә қисқичә тохтилайли.
“әксил җасуслуқ” яки “җасус овчилиқи” (Counterintelligence): җасуслар вә мәхпийәтликләр дунясида, әгәр “истихбарат” (Intelligence) дүшмән һәққидә учур топлаш һәрикити болса, “әксил җасуслуқ” (Counterintelligence – CI) дүшмәнниң сизгә нисбәтән шундақ қилишини тосуш сәнитидур. буни дөләт бихәтәрликиниң “дәрвазивани” дәп тәсәввур қилишқа болиду. униң асаслиқ вәзиписи чәтәлниң истихбарат паалийәтлирини ениқлаш, алдаш, пайдилиниш яки битәрәп қилиштур. бу хадимлар асаслиқи мәхпий учурларниң сиртқа ашкарилинип кәтмәсликигә капаләтлик қилидиған бихәтәрлик системилирини қуриду. шундақла ички тәһдитләр яки чәтәл җасуслирини (йошурун җасусларни) овлаш мәшғулати қилиду. мәсилән, бирәр хадимниң туюқсиз чүшәндүргили болмайдиған чоң байлиққа еришиши, рухсәтсиз юқири дәриҗидики хәтәрлик дөләтләргә сәпәр қилиши яки бәргән қәсимигә зит болған радикал идеологийәни ипадилиши қатарлиқ бир қатар учурларниң арқисиға чүшиду. бирәр тәһдит байқалғанда, әксил җасуслуқ органлири һәмишә дәрһал қолға елиш елип бармайду. бәзидә улар “қош тәрәплимилик җасус” лардин пайдилинип, дүшмәнни хата йолға башлаш үчүн уларни “сахта учурлар” билән тәминләйду, яки дүшмәнниң торини сүкүт ичидә вәйран қилиду. әксил җасуслуқ интайин юқири писхикилиқ җәрян болуп моникаму дәл өзигә охшаш кишиләрни тутуш үчүн тәрбийәләнгәнликидин дерәк бериду. униң иран тәрәпкә өтүп кетишиниң шунчә зор зиян кәлтүрүшидики сәвәбму дәл мушу. у “овчилар” ниң қандақ ишләйдиғанлиқини ениқ билиду.
мутләқ бихәтәрлик рухсити: америка һөкүмити нуқтисидин ейтқанда, “мутләқ бихәтәрлик рухсити” ( Top Secret Clearance-TS) истихбарат шәхслиригә берилидиған әң юқири дәриҗилик зиярәт һоқуқлиридин биридур. у ашкарилинип кәтсә, дөләт бихәтәрликигә интайин еғир зиян кәлтүридиған учурларни зиярәт қилиш вә қоғдаш үчүн лаһийләнгән. бу интайин аз кишигә берилидиған рухсәт болсиму, буниңға игә болуш һәрқандақ мәхпийәтликни көрәләйдиғанлиқтин дерәк бәрмәйду. бу рухсәтниң йәнә бир юқири дәриҗиси болуп бу сәзгүр бөләкләргә айрилған учур (Sensitive Compartmented Information-SCI) ларни көрүш рухситидин ибарәт. бу системида учурлар “бөләкләр” гә айрилиду. моника витниң зиярәт һоқуқиниң шунчә қиммәтлик болушидики сәвәбму мушу; у интайин конкрет вә юқири дәриҗилик мәхпийәтлик вә пиланларни зиярәт қилиш һоқуқиға игә.
мониканиң вәзипилири көпинчә мәхпий болсиму, әмма асаслиқ нишани ениқ иди: 11 – сентәбир вәқәси вә оттура шәрқ урушлириниң қалдуқ тәсири җәрянида америкиниң дүшмәнлири һәққидә ахбарат топлаш. 2003 – йили мартта ирақ урушида, моника ирақ ахбарат мәшғулатлириниң дәл мәркизидә иди. у бу зор көләмлик һәрбий һәрикәтләргә йеқиндин шаһит болди. ирақта нурғунлиған киши һаятидин айрилди, шәһәрләр вәйран болди. моника һәққидики мәлуматлар мана бу урушларниң униң америкиниң әң ишәнчлик вә садиқ истихбарат хадимидин, америкиниң әң чоң дүшмәнлиридин биригә сетилған вәтән хаиниға айлинишиға сәвәб болғанлиқини тәхмин қилған. бу хәвәрләргә асасланғанда бәлким моника өзидин “ирақ билән башлиған бу урушниң һәқиқәтән қанунлуқ сәвәблири барму?” дегән соални сорашқа башлиған. шундақтиму, униң бу мәзгилдики ипадиси интайин көзгә көрүнәрлик болуп, у һәтта әйни вақиттики президент кичик бошниң қолидин “һава армийә медали” ни тапшурувалған. бир яш сержант үчүн бу бир зор шәрәп иди, әмма бәлким шу медал көкрикигә қадалған дәқиқиләрдә, униң зеһнидә гуман уруқлири чечиливатқан болуши мумкин иди.
ирақ урушидин кейин, моника алаһидә җасус сүпитидә һава армийәси алаһидә тәкшүрүш идарисигә (OSI) йөткәлгән. әмдики бу вәзипә пәқәт ахбарат тәһлилила әмәс, бәлки җинайи ишлар тәкшүрүши, әксил җасуслуқ вә ички тәһдитләрни ениқлашқа четишлиқ иди. парс тилини пишшиқ билиши вә тәһлил қилиш қабилийити билән у бу бөлүмниң һалқилиқ әзалиридин биригә айланди. 2003 – йили ноябирда, моника, әнҗривс (Andrews) вә әл-удәйт (Al-Udeid) һава армийә базилириға йөткәлди. бу йөткилиш уни мәхпийәтлик дәриҗиси техиму юқири болған учурлар қатлимиға елип кәлди. моника “алаһидә зиярәт пилани” (SAP) ға кириш һоқуқиға еришти; бу пәқәт интайин аз сандики кишиләрла зиярәт қилалайдиған бир пилан иди. бу дегәнлик, дунядики интайин аз киши өмүр бойи аңлап бақмайдиған мәхпий учурлар дунясиниң ишики ечилди дегәнлик иди. бу пиланлар әң сәзгүр учурларни, җумлидин әксил җасуслуқ һәрикәтлириниң тәпсилатлирини, мәхпий мәнбәләрниң әсли кимликини, һәтта йошурун вәзипиләргә четишлиқ америкилиқ җасусларниң исимлирини өз ичигә алатти.
моника америка тарихидики әң мәхпий хәзиниләрдин бириниң ачқучини қолида тутуп туратти. бу хәзининиң ичи америка үчүн һаятий әһмийәткә игә мәхпий мәлуматлар билән толған болуп, униңдики кичиккинә бир парчә учурниң ашкарилинишиму пүтүн бир торни яки чоң бир тәшкилатни вәйран қилишқа йетәрлик иди. һәтта мониканиң һәрбий хизмити 2008 – йили ахирлашқандин кейин, у йәнила OSI да пуқрави хадим сүпитидә бу учурларни зиярәт қилалайтти. у һинди окяндики дияго гарся (Diego Garcia) дин тартип ирақ вә қатарғичә болған түрлүк истратегийәлик җайларда хизмәт қилди. һәрбир вәзипә уни оттура шәрқниң мурәккәплики вә америкиниң райондики сиясәтлиригә техиму пишшиқ қилди. әмма бу пишшиқлиқ, бәлким униң бир заманларда пәхирлинип қилған вәзипилиригә болған ишәнчини йоқитиш бәдилигә кәлгән болуши мумкин.
вәтәнгә асийлиқниң башлиниши
2008 – йили мартта, моника техника сержанти унвани билән һава армийәсидин айрилди, әмма бу униң ахбарат дуняси билән болған алақисиниң ахирлашқанлиқидин дерәк бәрмәйтти. у бир чоң дөләт мудапиә һөддигәрлик ширкити болған “буз аллен хамилтон” (Booze Allen Hamilton) ға қатнашти вә иран һәмдә оттура шәрққә мунасивәтлик түрләрдә мәслиһәтчилик қилди. бу рол уни узун йиллар хизмәт қилған шу дуня билән йәнила алақидә тутти. әмма бир нәрсә өзгиривататти; моника әмди илгирики әскәр әмәс иди, у техиму чоң соалларни сорашқа башлиған иди. 2010 – йили моника ахбарат органлири билән һәмкарлишиштин тохтиди вә “мутләқ бихәтәрлик рухсити” дин айрилди.
у “M East” дәп атилидиған пайда алмайдиған бир тәшкилатқа кирип, “фулбрайт ирақ” (Fullbrite Iraq) пиланиға охшаш түрләрдә ишлиди, әмма бу паалийәтләр униң ичидики бошлуқни толдуралмиди. 2012 – йили мониканиң өзгиришиниң тунҗи аламәтлири көрүлүшкә башлиди. у 2012 – йилиниң мусулман болуп шиә мәзһипини қобул қилди. униң динға кириши иран дөләт телевизийәсидә елан қилинған болуп, у өзини “фатимә зәһра” дәп аташқа башлиған иди. у иранда аялларниң ғәрбкә қариғанда техиму көп “иззәт вә һөрмәт” кә еришидиғанлиқини дәва қилишқа башлиди. бу вақитта у йәнә җорҗ вашингтон университетиға оқушқа киргән иди вә “хәлқара ишлар обзори” (International Affairs Review) да икки парчә мақалә елан қилди. әмма кишиләрниң диққитини қозғиғини, иранниң дөләт игидарчилиқидики таратқуси “Press TV” да елан қилинған бир мақалә болди. бу мақалидә моника америка армийәсини җинсий паракәндичиликкә йол қойидиған бир мәдәнийәтни йетилдүрүш билән әйиблиди. бу мақалә гоя бир агаһландуруш сигналидәк иди; моника әмди пәқәт бир тәһлилчила әмәс, бәлки бара – бара бир тәнқидчигә айлинивататти. җорҗ вашингтон университетидики савақдашлири моникани интайин җимғор вә өзини тутувалған дәп тәсвирлигән, әмма һәрбий әслимилири һәққидә сөз қилишқа тоғра кәлсә униң җимғурлиқи пүтүнләй өзгиридиған болуп, қанунсиз дрон һуҗумлири, балиларниң өлүми вә қоманданларниң иқтидарсизлиқи һәққидә сөзләйдиған болуп қалған. гоя йиллар бойи йиғилған ғәзәп вә үмидсизлик униң ичидә қайнап тешиватқандәк қилатти вә у әмди бу ғәзипини дуняға намайән қилишқа тәйяр иди.
2012 – йили февралда моника йәнә бир зор бир қәдәм ташлиди: у теһрандики “хәлқара һолливодизм конфранси” ға қатнишиш үчүн иранға сәпәр қилди. бу конфранс америкиға қарши тәшвиқатларни қозғайдиған ислам инқилаби муһапизәтчилири қошуни (IRGC) қуддус қисимлириниң алдинқи сепи дәп җазаланған “йеңи упуқ тәшкилати” (New Horizon Organization) тәрипидин уюштурулатти. бу йиғинлар сирттин қариғанда һолливодниң қандақ қилип “империялизм” вә “ислам өчмәнлики” ни тәрғиб қилидиғанлиқини муназирә қилиштәк көрүнгини билән әмәлийәттә, ғәрбниң, болупму америкиниң мәдәнийәт вә сиясәтлирини тәнқид қилидиған бир сорун болуп, “илмий тәнқид” ниқаби астида ғәрбниң қиммәт қариши вә түзүмгә қарши кишиләрни җәлп қилиш үчүн елип берилатти. шундақла әң муһими бу йиғинлар иран ахбарат органлири үчүн “талант байқаш” мәйдани болған. бир сабиқ америкилиқ истихбарат офитсериниң бундақ бир паалийәттә пәйда болуши худди бир хәвәр бомбисидәк тәсир қозғиди. моникани теһранға немә тартип кәлгән иди? бу пәқәт аддий бир қизиқишму, яки зор вә талаш – тартишлиқ бир қарарниң бешаритиму?
иран ислам инқилаби муһапизәтчилири қисими алаһидә арқа көрүнүши бар “аҗиз” ғәрбликләрни издәйдиған болуп, парс тилида сөзләйдиған сабиқ америка һава армийә җасуси болуш сүпити билән, моника улар үчүн бәкла “чоң белиқ” иди. моника йиғиниға қатнашқандин кейин иран ахбарат органлириниң нишаниға айланған. улар униң кәспий үмидсизлики вә идеологийәлик бурулушлиридин пайдилинип, иранни америкиға қариғанда техиму “әхлақлиқ” вә “һөрмәтлик” җәмийәт қилип көрсәткән. йәнә келип 2008 – йили армийәдин айрилғандин кейин муқим хизмәт тапалмиған моникаға, иран ислам инқилаби муһапизәтчилири қисими теһранға кәлгәндин кейин һәқсиз туралғу вә үскүниләр билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән. FBI униң нишанға елинғанлиқини агаһландурған болсиму, у иран җасуслири билән болған алақисини давамлаштурған.
қизиқарлиқ йери шуки, 2013 – йили моника “хәлқара қуран хәвәр агентлиқи” ниң зияритини қобул қилип , өзини роһий издәнгүчи дәп тәсвирлигән. бу зиярәттә моника ирақтики тәҗрибиси вә у йәрдики кишиләрниң мәдәнийитини чүшиниш үчүн көрсәткән тиришчанлиқиниң өзини қуран тәтқиқ қилишқа йетәклигәнликини баян қилған. у қуранниң өз һаятиға көрсәткән чоңқур тәсири һәққидә қизғинлиқ билән сөзлигән вә америкидики иранға қарши вә исламға қарши тәшвиқатларни тәнқид қилған. шу йили моника иран телевизийәсидә пәйда болуп, исламни қобул қилғанлиқини җакарлиди.

рәсимниң мәнбәси: ClearanceJobs
мониканиң бир син пилани тарқитилған болуп, униңда у өзини америкилиқ пешқәдәм әскәр дәп тонуштурди вә америка сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилған. бу минутлар бир бурулуш нуқтиси иди. һөҗҗәтләрдә көрситилишичә, у өзини америкида ялғуз һес қилған вә иранда техиму көп “һөрмәт” кә һәм юқири “шәхсий қиммәт” кә еришидиғанлиқиға ишәнгән. 2013 – йили язда, моника я афғанистанда яки таҗикистанда инглиз тилидин дәрс беривататти (ениқ әмәс). америкидики достлири униңдин әң ахирқи қетим шу чағда хәвәр алған иди. әмма у туюқсиз ғайиб болған. 2013 – йили 25 – авғустта, моника иранлиқ мухбир мәрзийә һашимиға електронлуқ хәт әвәткән. моника хәт әвәтилиштин аран 90 минут бурунла өзиниң ахирқи қарарини чиқарған болуп у әмди америкиға садиқ әмәс иди. үч күндин кейин, йәни 2013 – йили 28 – авғустта, моника дубәйдин теһранға учқан вә достлириға “мән алақини үзүп йолға чиқтим! өйгә қайтиватимән ” дегән аддийла бир җүмлә сөз қалдурған.
шундақ қилип, моника рәсмий түрдә иранда панаһлиқ тилиди. у иранға кәлгәндин кейин, иран ахбарат органлири билән алақә қилиду вә өзидики барлиқ учурларни улар билән ортақлишиду; өз нөвитидә ахбарат хадимлириму уни лазимлиқ барлиқ байлиқлар билән тәминләйду. ейтилишичә, у америка алаһидә истихбарат пиланиға киридиған ишләткүчи исми вә паролини иран истихбарат хадимлириға бәргән. моника иранда пәқәт бир панаһланғучила әмәс, бәлки иран әмәлдарлири билән актип һәмкарлашқучи иди. у IRGC тор қисимлириниң “инсаний нишанлаш матори” ға айланған . 2014 – йили январдин 2015 – йили майғичә, у америка истихбарат хадимлирини пәрқләндүрүш вә нишанлаш үчүн сахта фейсбук (Facebook) һесабатлирини ишләткән. у кәм дегәндә сәккиз сабиқ хизмәтдиши һәққидә тәпсилий нишан һөҗҗити тәйярлиған. булар пәқәт исимларла әмәс, бәлки у һава армийәсидә биллә ишлигән мәзгилдики чоңқур шәхсий тәпсилатларниму өз ичигә алған. униң америкидики кәспий дәл өзигә охшаш кишиләрни қапқанға чүшүрүш болуп, униң дүшмән тәрәпкә өтүп кетишиниң шунчә зор зиян кәлтүрүшидики сәвәбму мушу — у “овчилар” ниң қандақ ишләйдиғанлиқини ениқ билиду. иранлиқ хаккерлар у игә болған ички мәлуматларидин пайдилинип, фейсбукта сахта кимликләрни қуруп чиққан. улар нишанланған кишиләр тонуйдиған һәқиқий кишиләрниң сүрәтлирини ишлитип, уларни вируслуқ уланмиларни бесиш билән алдиған алдиған. бу IRGC ниң америка әксил җасуслуқ хадимлириниң компютер паалийәтлирини вә камералирини назарәт қилишиға йол ачқан.
бир заманларда бу кишиләр билән биллә ишлигән бир аял, әмди миңлиған километир йирақтин туруп уларни овлимақта иди. бәзи мәлуматларда дейилишичә, моника 2016 – йили иран тәрипидин қолға елинған 10 америкилиқ деңизчини сорақ қилишта муһим рол ойниған. һәтта униң иранда америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ниң җасуслуқ торини вәйран қилғанлиқиму хәвәр қилинмақта; гәрчә бу дәваларға қарита ениқ дәлилләр аз болсиму, әмма булар униң иран билән болған һәмкарлиқиниң чоңқурлуқини көрситип бериду. 2019 – йили 13 – февралда, америка әдлийә министирлиқи моника вә башқа төт иранлиққа қарита әйибләш елан қилди. у җасуслуқ, тил бириктүрүш вә мәхпий учурларни ашкарилаш билән әйибләнди. у америка дөләт мудапиә министирлиқиниң интайин мәхпий болған “алаһидә зиярәт пилани” (SAP) ниң мәвҗутлуқини вә униң мәхпий кодини иран һөкүмитигә ашкарилап қоюш билән әйибләнгән. әмма моника иранда иди, икки дөләт оттурисида җинайәтчиләрни өтүнүп бериш келишими болмиғачқа, әмәлийәттә америка қануниниң чаңгилидин қутулуп кәткән иди. униңға FBI рәсмий һалда мокапатлиқ тутуш буйруқи чиқарди.
униң қечиши америка ахбарат офитсериниң асаслиқ дүшмән тәрәпкә өтүп кетишидики аз учрайдиған вә юқири дәриҗилик делодур. моника делосиға америка нуқтисидин қариғанда, уни бир җасус һәмдә сатқун дәп қарашқа болиду; иран нуқтисидин қариғанда болса, у америка ахбарат уқумлирини чүшиништики қиммәтлик бир хадим. мониканиң иран тәрәпкә америкилиқларниң иран күрәшчи айропиланлири һәққидә елип барған тәһлиллири вә бу мәшғулатлар һәққидә қиммәтлик учурларни бәргәнлики еһтималға йеқин. һазирқи вақитта моника йәнила иранда; униң зади немә қиливатқанлиқини һечким билмәйду. әмма униң қабилийти вә қолидики учурларни ойлашқанда, һазирқи урушта иранниң америка вә исраилийәгә қайтурма зәрбә бериш һоҗумлирида муһим рол ойнаватқан болуши мумкинлики һәққидә гуманлар пәйда болмақта.
у һәқиқәтән сетилған җасусму? шундақ болуши мумкин, әмма у йәнә бәлким 50-60 йилдин кейин андин айдиңлишидиған чоң бир һәрикәтниң бир парчиси болушиму мумкин. бәлким моника һәқиқәтән парс тили өгиниш вә оттура шәрқ мәдәнийити билән тонушуш җәрянида идиогийәлик өзгиришни баштин кәчүргән вә америкиниң оттура шәрқ урушлиридики пирагматист тактикилирини әхлақ нуқтисидин қобул қилалмиған болуши мумкин. вә яки униң шиә ислам диниға кириши һалқилиқ рол ойниған болуши мумкин.
пайдиланған материяллар:
Borger, J. (2019, February 14). Monica Witt: From US intelligence officer to alleged Iranian spy. The Guardian,
Mannion, J. (2026, March 20). Is this US veteran Iran’s secret weapon? Meet the top intel agent who DEFECTED to Tehran & can now ‘damage’ Trump. The Sun
Naval War College. (2026, March 25). Counterintelligence: Monica Witt. LibGuides at Naval War College. https://usnwc.libguides.com/CI,
Persian Trend English. (n.d.). Monica Witt | The hunt for one of the most vital intelligence assets of the U.S. military by Iran [Video]. YouTube
WION. (n.d.). US-Iran war: American woman who defected to Iran could be Iran’s secret weapon | Gravitas Highlights [Video]. YouTube
