мәвлан тәңриқут
2025-11-15
2025- йили 10-ноябир америка президенти доналд трамп билән сүрийә президенти әһмәд шәраниң ақсарайдики учришиши, күнимиздики реал сиясиәтиниң юқири пәллиси болуп, сүрийә 1946-йили мустәқил болғандин буян тунҗи қетим бир дөләт башлиқиниң ақсарайни зиярәт қилиши һесаблиниду. бир заманларда “әбу муһәммәд җолани” дәп аталған сабиқ җиһадчи қомандан вә америка тәрипидин террорчи дәп бекитилгән бир шәхс, һазир сүрийәниң қанунлуқ рәһбири қатарида америкида трамип тәрипидин күтүвелинди. бу язмида америка-сүрийә мунасивитиниң давалғушчан тарихи, америка вә һәйәт- тәһрр-әлшамниң бир-биригә болған көз қарашлириниң өзгириш җәряни, уларниң йеңидин шәкиллиниватқан һәмкарлиқиниң маһийити анализ қилиниду. ахирида бир җиһадчи тәшкилат билән америкиниң қандақ қилип тиз сүрәттә һазирқидәк әмәлийәтчан мунасивәт орнатқанлиқи тәһилил қилиниду.
2024-йилдин бурунқи америка-сүрийә мунасивити
80 йиллиқ америка-сүрийә мунасивити давалғуш вә җиддийлик билән өткән болуп, иккинчи дуня урушидин кейин, президент шүкри қуввәтли (Shukri Al-Quwatli) ниң вашингтон билән мунасивәтни күчәйтиш тиришчанлиқи 1948-йилдики әрәб-исраилийә тоқунуши вә америкиниң исраилийәни изчил қоллиши сәвәбидин тезла тосқунлуққа учриған. соғуқ мунасивәтләр уруши мәзгилидә, бәас партийси (Ba’ath Party) вә кейинчә һафиз әсәд һөкүмранлиқидики сүрийә москва билән иттипақлишип, сүрийә зиминини дуняви күчләрниң риқабәт мәйданиға айландуруп қойған. гәрчә 1974-йили президент ричард никсонниң зиярити вә 1990-йилларда бил клинтон дәвридики алақиләргә охшаш қисмән юмшашлар болған болсиму, исраилийә билән болған тинчлиқ сөһбәтлири мувәппәқийәтлик болмиған, вә бу сәвәбтин америка билән болған мунасивәтму қатмал пети давам қиливәргән. 1979-йили америка сүрийәни террорлуқни қоллайдиған дөләт қатариға киргүзгән.
11- сентәбир вәқәсидин кейинки мунасивәт техиму җиддийләшкән болуп, 2003-йилдин башлап американиң сүрийәни ирақ вә ливандики қораллиқ гуруппиларни қоллиди дәп , бирқатар ембарголарни йүргүзүши билән икки тәрәп мунасивити әң төвән нуқтиға чүшүп қалған. 2012-йили америка (росийә вә иранниң күчлүк қоллишиға еришип келиватқан) бәшшар әсәдкә қарши өктичи күчләрни қоллиғандин кейин болса дипломатик мунасивәт үзүлгән.
һәйәт тәһрир әлшамниң барлиққа келиши вә өзгириши
әһмәд шәраниң шәхсий тарихи сүрийәдә йүз бәргән өзгиришниң җанлиқ намайәндисидур. у ирақта америкилиқларға қарши уруш қиливатқан әлқаидә җәңчилиригә қошулған вә бу қетмлиқ ақсарай зияритидин тәхминән 20 йил бурун америкиниң ирақтики тутуп туруш мәркизидә ятқан. Times Originals гезитиниң зияритини қобул қилған бир сабиқ җәңчи, шәраниң 2005-йили ираққа беришидики дәсләпки сәвәбниң чоңқур диний яки сиясий идеологийәдин әмәс, бәлки америка ишғалийитигә қарши қәһриманлиқ (Nakhwa) туйғусидин кәлгәнликини әсләп өткән. лекин, ирақ армийәсиниң вәһший бастуруши, сүрийә бихәтәрлик органлири яки ирақ түрмилиридики рәһимсизлик билән селиштурғанда уларниң залимлиқта америкадин төвән турмайдиғанлиқиға шаһит болған.
2011- йил әтрапида қоюп берилгәндин кейин, әбу муһәммәд җолани намини ишләткән шәраға әлқаидә рәһбири бағдади тәрипидин әлқаидиниң сүрийәдики шөбиси “нусрәт фронти”ни қуруш вәзиписи тапшурулған. бу гуруппа кейинчә һәйәт тәһрир әлшамға (HTS) айланған. шуниңдин кийн узун йилларғичә, америка шәрани чоң тәһдит дәп қарап кәлгән вә уни йәршари характерлик террорчи дәп бекитип, уни тутушқа ярдәм беридиған учурлар үчүн 10 милйон доллар мукапат елан қилғаниди.
лекин, һәйәт тәһрир әлшамниң 2016-йили әлқаидидин айрилиши бу қораллиқ гурупниң кәлгүсиниң бурулуш нуқтиси болуп қалған. ислам дөлити (IS)\даиш билән шиддәтлик җәңләргә киргән вә бу җәрянда еғир бәдәл төлигән. әнгилийә дурһам унвирсититидин проффисор вилиям пловрайт (William Plowright) ниң анализ қилишичә, сүрийә ички урушниң кейинки йеримида идлибтики базиси биләнла чәклинип қалған һәйәт тәһрир әлшам өзиниң һакимийтини қуруп чиқиш вә террорлуқтин йирақлишиш арқилиқ қанунлуқ орунға еришишкә тиришип кәлгән. 2024-йили декабирда бәшшар әсәдни ағдуруп, әсәд аилисиниң 50 йиллиқ һөкүмранлиқини ахирлаштурғандин кейн, шәра “җолани” дегән җиһадичи исмини ташлап, өзиниң әсли исмини ишләткән. сүрийәдә әркин базар, сиғдурушчанлиқ сиясий түзүм вә көп хиллашқан җәмийәтни тәшәббус қилип, мөтидил бир образ яритишқа тиришмақта. әһмад шәраниң өзгириши һәққидики хәвәр вә анализларда униң америка һәрбийлири билән васкетбол ойнишиму униң сиясий вәдиси вә нишаниниң намайәндилириниң бири дәп қаралған.
шәраниң америкиға болған көз қаришиниң өзгириши
шәраниң америкиға болған көз қариши ирақтики ишғалчи дүшмәндин, сүрийәдә һакимийтиниң һаят қелиш вә сүрийәниң қайта қурулуши үчүн зөрүр болған һалқилиқ гиополитикилиқ иттипақдашқа қарап тәрәққий қилған. униң һазирқи көз қариши пүтүнләй риалист болуп, нишанини ички зидийәтләрни вә қошна дөләтләр билән болған здийәтни һәл қилған асаста йеңи сүрийә дөлитини мустәһкәмләш вә хәлқараниң етирап қилишиға еришишкә мәркәзләштүргән. әһмәт шәра “60 минут” пирограммисиниң зияритини қобул қилғанда, әлқаидә билән болған өтмүшиниң тәпсилатлирини музакирә қилиштин өзини қачуруп, әксичә “өтмүшниң районниң әһвалиға мунасивәтлик тарихий арқа көрүнүши бар”лиқини тәкитләп, өзиниң әйни вақитта аран 17 яки 18 яшта икәнликини тилға алған. у өзиниң кейинки һәрикәтлириниң – йәни даишқа қарши уруш қилиш, сүрийә хәлқини әсәд һакимийитиниң зулумидин азад қилиш, сәдная түрмисигә охшаш дәһшәтлик җайлардин мәһбусларни қоюп бериш вә иран хәлқ әскәрлирини тизгинләшниң – җазалинидиған әмәс, бәлки мукапатлинидиған “алийҗанаб һәрикәтләр” икәнликини илгири сүрди. у хәлқара җәмийәт, җүмлидин америкиниң дәсләптә өзигә хата һөкүм қилғанлиқини оттуриға қойди. шәра бу һәқтә йәнә сиясий илгириләшниң “өтмүшкә мәһбус болуп қелиш”ниң орниға, кәлгүсидики ортақ мәнпәәтләргә мәркәзлишишни тәләп қилидиғанлиқини тәкитлигән.
шәра сүрийәниң әмди районлуқ кризис яки муқимсизлиқни експорт қилидиған мәйдан әмәс, бәлки тинчлиқ, бихәтәрлик вә иқтисадий тәрәққият издәйдиған бир дөләт икәнликини күчлүк тәкитлимәктә. у сүрийәниң дуня дөләтлири билән мунасивәтни нормаллаштурушни һәммә тәрәпниң мәнпәәтгә пайдилиқ икәнликини оттуриға қойған вә әсәд һакимийити дәвридә сүрийәниң йеганилинишидин пүтүн дуняниң зиян тартқанлиқини илгири сүргән. униң америка билән һәмкарлишишниң бир нәччә һалқилиқ сәвәби булуп, буларниң бири сүрийә иқтисадни паләч һалға чүшүрүп қойған ембарголарни бикар қилиштур. шәра “қәйсәр қануни” (the Caesar Act) ни мәңгүлүк бикар қилиш вә хәлқаралиқ қайта қуруш мәблиғини қолға кәлтүрүш үчүн америкиниң тәсиригә моһтаҗ. (бу мәбләғниң соммиси дуня банкисиниң мөлчәричә 200 милярд доллардин ашиду.)
шәра йәнә сүрийәниң исраилийәни өз ичигә алған қошна дөләтләргә тәһдит салидиған база болмайдиғанлиқини елан қилиш арқилиқ америкиниң мәнпәәтигә маслашқанлиқидин сигнал бәрди. бу йеңи позитсийә, йәни иранниң тәминат йоллирини үзүш вә һизбуллани қоғлап чиқириш исраилийә үчүн қилинмиған болсиму, исраилийәниң бихәтәрликигә пайдилиқ болди. йәнә келип америка сүрийәниң йеңи қурулишидики пүтүн мәсилиниң түгүни болуп, сүрийә йеңи һөкүмити үчүн ички вә ташқи бихәтәрлик мәсилиси болған күртләр вә исраилийәни ахирқи һисабта америка тәрипидин тизгинлигили болиду.
америкиниң көз қаришиниң дүшмәндин иттипақдашқа өзгириши
америкиниң шәра вә һәйәт тәһрир әлшамға қаратқан сияситидики өзгириш америкиниңму реал сияситигә қарап күчлүк бурулуш қилғанлиқини көрситиду. гәрчә һәйәт тәһрир әлшам 2018-йили америка тәрипидин рәсмий террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүлгән болсиму, бу позитсийә нәччә йил бурунла юмшашқа башлиғаниди. 2015-йилила, мәркизий ахбарат идарисиниң сабиқ башлиқи давид петраус америкиниң даишқа қарши күрәштә һәйәт тәһрир әлшамниң илгирики гәвдиси болған нусрәт фронтиниң бәзи елементлири билән һәмкарлишишни ойлишиши керәкликини оттуриға қойған.
2025- йилға кәлгәндә, вашингтонниң һесаби пүтүнләй өзгәрди. анализчи алекис росси (Alex Rossi) ниң ейтишичә, америка һазир шәрани сүрийәни бир пүтүн сақлап қелиш вә униң қайтидин ички урушқа петип қелишини тостидиған әң чоң күч вә пурсәткә игә дәп қаримақта. мәнбәләр америкиниң шәрани қучақлаш арқилиқ, униң “өтмүшидин қутулуп, һәммә үчүн бир рәһбәр болуп чиқип, дөләтни бирләштүридиғанлиқи”ға “тәвәккүл қиливатқанлиқи\ қимар ойнаватқан”ни көрсәтмәктә. куйинси институти (Quincy Institute) оттура шәрқ программисиниң муавин мудири адам вейнстейин (Adam Weinstein) шәраниң шәхсий тарихини нәзәрдә тутқанда, бу нормаллишиш җәрянини “мән көрүп баққан әң тез… җәрян” дәп атиған.
трамп американиң бу сиясий бурулушниң мәркизидә иди. хәвәрләргә қариғанда, трамп 2025-йили майда сәуди әрәбистанида сүрийә рәһбири билән тунҗи қетим көрүшкәндә униңдин тәсирлинип, уни “қәйсәр” вә “келишкән” дәп тәсвирлигән. трамп уни “наһайити күчлүк рәһбәр” вә “интайин җапалиқ йәрдин кәлгән қәйсәр адәм” дәп атиди. трамп шәраниң әсәбий өтмүшини “һәммимизниң бешидин қийин күнләр өткән” дәп ақлап, “әгәр сизниң қийин өтмүшиңиз болмиса, сизниң пурситиңиз болмайтти дәп ойлаймән” дегән.
американиң шәра вә һәйәт тәһирир әлшамға, техиму тоғриси йеңи сүрийә һөкүмитигә болған көз қараш җәһәттики өзгириши тезликтә түзүмләштүрүлди:
ембаргодин ваз кечиш: трамп 2025-йили майда “йеңидин қурулған сүрийә һөкүмитигә ‹бир пурсәт бериш› үчүн” әсәд дәвридики көп қисим ембарголардин ваз кәчти.
тизимликтин чиқириш: ақсарай учришишидин бир нәччә күн бурун, америка малийә министирлики шәрани “алаһидә бекитилгән дуняви террорчилар тизимлики”дин чиқарди.
б д т ембаргоси: вашингтонниң түрткисидә, б д т хәвипсизлик кеңиши шәра вә униң ички ишлар министири әнәс хаттабқа (уму сабиқ әлқаидә әзаси иди) қоюлған террорлуққа мунасивәтлик ембарголарни бикар қилди.
америка билән һәйәт тәһрир әлшам / йеңи сүрийә һөкүмити оттурисидики һәмкарлиқ
гәрчә һәйәт тәһрирәлшам әсәдкә қарши күрәштә даиш билән қисқа вақит иттипақлашқан болсиму, улар айрилғандин буян изчил ислам дөлитигә\даишқа қарши уруш қилип кәлди. вашингтон йеқин шәрқ сиясити тәтқиқат орнидики ерин зилин (Aaron Zelin) , шәраниң “узун йиллар даишқа қарши уруш қилғанлиқи” ни вә “уларни асасән йоқитишқа тиришиватқанлиқи”ни ейтқан.
йеқинқи айларда, бу һәмкарлиқ күчәйгән. руйтирсиниң хәвәригә қариғанда, шәраниң бихәтәрлик қисимлири даишниң базилириға һуҗум қилған, бәзидә бу һәрикәтләр америкиниң қоллиши билән елип берилған. бу мунасивәт 2025-йили 10-ноябир сүрийәниң даишни битчит қилиш үчүн қурулған 89 дөләтлик йәршариви иттипаққа 90-әза болуп қошулидиғанлиқини елан қилғанда рәсмийләшкән. руйтирситики бу һәқтики хәвәрдә, бу қәдәм шәраниң вашингтон билән болған шерикликини мустәһкәмләп, радикал терор тәшкилатлириға қарши туруш салаһийитини күчәйткәнлики қәйт қилинған.
террорлуққа қарши туруштин башқа, һәмкарлиқ ортақ гио политикилиқ мәқсәдләргә, болупму иранниң тәсиригә қарши турушқа кеңәйди. шәра һөкүмити иранниң һизбуллаға охшаш районлуқ вакаләтчилиригә тутишидиған тәминат йолини актиплиқ билән үзүп ташлиди, бу һәрикәтләр америка вә исраилийәниң мәнпәәтигә уйғун келиду.
йеқинқи айларда америка һәрбий қисимлири сүрийә билән даиш мәсилисидә һәмкарлиқни күчәйтип, америкиниң тәсирини ашуруш вә росийә билән риқабәтлишиш үчүн сүрийә пайтәхтидә һава армийә базиси қуруш қатарлиқ тәдбирләр арқилиқ сүрийәдики мәвҗутлуқини кеңәйтишни ойлашқанлиқи хәвәр қилинди. сүрийәлик анализчи малик әл-абд бу маслишишни “һәр икки тәрәпкә пайдилиқ” дәп сүпәтләп, шәраниң бир чоң дөләтниң қоллишиға еришидиғанлиқини, америкиниң болса “дәмәшқ үстидин һәл қилғуч тәсиргә игә болидиғанлиқи” ни ейтқан.
2025-йили 10-ноябирдики трамп-шәра учришиши
икки тәрәп учришишниң өзила вашингтонниң йеңи сүрийә һөкүмити һәққидики ғайәт зор бурулушиниң көзгә көрүнәрлик намайәндиси болди. америка бу қетим әһмәд шәрани ғәлитә қарши алған. шәра ақ сарайдики нурмал мурасим йоли билән кирмәй, униң орниға көзгә челиқмайдиған ғәрбий иҗраийә кочиси кириш еғизи билән киргән. овал ишханисидики (Oval Office) учришиш икки саәткә йеқин мәхпий елип берилған. йиғинға америкиниң муавин президенти J.D. Vance, дөләт ишлири министири марко робийо (Marco Rubio) , дөләт мудапиә министири хегсз (Pete Hegseth) вә бирләшмә шитаб башлиқлири кеңишиниң рәиси (Joint Chiefs of Staff) дән кен (Dan Caine) қатарлиқ трампниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири қатнашқан. техи өткән һәптә американиң терор тизимликидики шәра, әмди бир дөләтниң қанунлуқ вәкили вә американиң әзиз миһмини шәкилдә күтивелинған. бу әһмәд шәраниң америка тәрипидин рәсмий итрап қилинғанлиқи шундақла икки тәрәпниң йеңи шериклик мунасивитигә юқири дәриҗидә әһмийәт беридиғанлиқидин дерәк бериду.
икки тәрәп учришишидики асаслиқ нәтиҗиләр вә музакириләр:
даишқа қарши иттипақ: сүрийә америка йетәкчиликидики даишни мәғлуб қилиш йәршари иттипақиға рәсмий қошулди.
ембаргодин йениклитиш: трамп һөкүмити қәйсәр қануни ембаргосиниң көп қисминиң тохтитилиш вақтини 180 күнгә узартқан. малийә министирлики бу тохтитишниң “сүрийәниң иқтисадини қайта қуруш тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқи”ни билдүргән.
дипломатик мунасивәт: америка террорлуққа қарши туруш вә иқтисадий мәсилиләрдә һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн сүрийәниң вашингтондики әлчиханисини қайта ечишиға рухсәт қилидиғанлиқини дәлиллигән.
исраилийә вә район бихәтәрлики: сөһбәт даиш, исраилийә вә курдлар йетәкчиликидики қораллиқ күчләрни өз ичигә алған бихәтәрлик мәсилилиригә мәркәзләшкән. трамп өзиниң “исраилийә биләнму сүрийә билән келишиш һәққидә һәйдәкчилик қиливатқанлиқи” ни билдүргән. хәвәрләргә қариғанда, америка әлчиси том барак (Tom Barrack) чәклик бихәтәрлик келишими үчүн васитичилик қилишқа теришип кәлмәктә. шәра сөһбәт җәрянида исраилийәниң әсәд йиқилғандин кейин ишғал қилған барлиқ земинлардин чекиниши керәкликини ениқ оттуриға қойған.
иккәйлән ғәйрий рәсмий бир пәйттә параңлашқанда трамп шәрадин “қанчә хотунуң бар?” дәп сориған . трамп йәнә сүрийә хәлқини махтап, уларниң тарихта “дохтурлар, адвокатлар, … улуғ зиялийлар” ни йетиштүргәнликини сөзләп өткән.
шәра йәнә америка парламент әзалири билән актип алақә қилған. йәкшәнбә күни, у авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси вә ембаргони бикар қилишқа қарши туруватқан муһим шәхс, җумһурийәтчи парламент әзаси маст (Brian Mast) билән көрүшти. афғанистанда икки путидин айрилған сабиқ әскәр маст , шәраниң “өтмүштин қутулуп, өз хәлқи вә дөлити үчүн улуғвар ғайигә игә болуш вә америкиниң улуғ бир иттипақдиши болуш” арзусини ипадилигәнликини ейтқан.
прагматизимниң ғәлибиси
америка билән сабиқ җиһадчи гуруппа һәйәт тәһрир әлшам / йеңи сүрийә һөкүмити оттурисидики иттипақ, җаниҗан дөләт мәнпәәтлириниң бирлишишидин келип чиққан болуп, идеологийәлик пәрқ вә шәраниң өтмүшидин һалқип кәткән. икки тәрәпни мунасивәтни нурмаллаштуруш вә иттипақлишишқа елип барған амиллар болса икки дөләтниң бир-биригә болған иһтияҗлири.
америкиниң истратегийәлик зөрүрийәтлири: атлантик кеңишиниң тәтқиқатчиси (Thomas Warrick) ниң ейтишичә, трамп һөкүмитиниң сүрийәгә қаратқан алдинқи орундики нишанлири үч түрлүк : даишқа вә террорлуққа қарши туруш һәмкарлиқи; иранниң тәсирини азайтиш; вә исраилийә билән болған мунасивәтни яхшилаш. шәраниң рәһбәрлики бу нишанларға йетишниң мәғлуп болған әсәд һакимийити қилалмайдиған тез бир йолини тәминлигән. шәрани қоллаш арқилиқ, америка әмәлийәттә иранниң әң күчлүк районлуқ иттипақдишини йүз өрүшкә қайил қилмақчи.
сүрийәниң гио-политикилиқ еһтияҗи: шәра үчүн, вашингтонниң қучақ ечиши тиз, һалқилиқ хәлқаралиқ қанунлуқ оруни бәрди. мана бу бу қанунлуқ орун, йәни дуняви итирап қилиниш сүрийәниң иқтисадий әслигә келиш , ички муқимлиқ вә ташқи бихәтәрлик үчүн зөрүр. униңдин башқа, америка билән һәмкарлишиш униң мөтидил бурулушини рәт қилидиған ички җиһадчи рәқиблиригә қарши “күчлүк бир тәһдит васитиси” билән тәминләйду. даишқа қарши иттипаққа қошулуш арқилиқ, шәра рәқиблирини әгәр йеңи дөләт билән бир сәптә турмиса, америка вә униң иттипақдашлириниң ғәзипигә учрайдиғанлиқидин агаһландуралайду.
лекин, йеңи сүрийә һөкүмити билән америка оттурсидики истратегийәлик бурулуш ички вә ташқи хирислар билән толған.исраилийәни қоллайдиған тәшвиқат гурупписи, йәһудий дөләт бихәтәрлики тәтқиқат орни (JINSA) қатарлиқ тәнқидчиләр ақсарайни шәраға ишәнмәсликкә агаһландуруп, униң дуняви җиһадидики чоңқур йилтизини тилға елип, парламентни “қәйсәр қанунини мәңгүлүк бикар қилишқа мәсилисидә алдиримаслиққа дәвәт қилған. дурһам университети хәлқара бихәтәрлик факултетиниң ярдәмчи профессори вилиям пловрайтму бу һәқтә , һәйәт тәһрир әлшамниң пәқәт “өзини мөтидил қилип көрситиватқан болуши мумкин” ликини оттуриға қойған.
дөләт ичидә, шәраниң һөкүмранлиқи мәзһәп тоқунушлири билән еғир синаққа дуч кәлмәктә. һөкүмәт қоллиған күчләр билән аләвий вә дурзилар оттурисида тоқунуш пат-пат давам қилип кәлмәктә. шәра бу қалайиқанчилиқларниң җавабкарлиқни сүрүштүрүшкә вәдә берип, барлиқ пуқраларни баравәр қоғдайдиған қанун дөлити қурушни тәкитләп, бу тоқунушларниң әсәд аилисиниң 60 йиллиқ бөлгүнчилик һөкүмранлиқидин қалған “җәмийәт қалаймиқанчилиқлири” икәнликини илгири сүрди.
күрд мәсилиси
америкиниң дәмәшқ билән һәмкарлишиши шәрқий шималдики курдлар йетәкчиликидики сүрийә демократик күчлири (SDF) гә зор тәһдит елип келиду, улар тарихта вашингтонниң даишқа қарши туруштики асаслиқ иттипақдиши болуп кәлгән. улар һәр хил сәвәб вә муддиалар билән шәра һөкүмитигә гуман билән қарайду вә бирлишишини кәйнигә сүрүп кәлмәктә. шәраниң дөләтни бирләштүрүш пилани күртләрниң федератсийәлик, мәркәзсизләштүрүш арзуси билән биваситә тоқунушиду.
шәра күртләрни “сүрийәниң һәқиқий бир қисми” дәп етирап қилип, шу йилниң бешида улар билән чәклик келишим һасил қилғанлиқини, курдларниң һоқуқиниң асасий қанунда капаләткә игә қилинидиғанлиқини, әмма ахирқи нишанниң күрт қораллиқ күчлириниң дөләт мудапиә министирликигә кириши вә муқимсизлиқтин сақлиниш үчүн барлиқ қоралларниң дөләт контроллуқида болуши икәнликини тилға алди. америка сүрийә билән болған мунасивәтни алдинқи орунға қойғандәк қилиду, бундақ болғанда америка күрдләрни ташлап қоямду, яки сүрийәгә бесим қилип аптонумийә елип берәмду? буниңға бир нәрсә дегили болмайду.
исраилийә бесими
ташқи җәһәттә, исраилийә йәнила мурәккәп бир амил. әсәд йиқилғандин буян, исраилийә сүрийәниң һәрбий әслиһәлирини, җүмлидин президент сарийи районини икки қетим бомбардиман қилди. шәра гәрчә сүрийә инқилаби иран хәлқ әскәрлирини қоғлап чиқириш арқилиқ исраилийә бихәтәрликигә биваситә пайда елип кәлгән болсиму, исраилийәниң “алдинқи һакимийәтниң йиқилишидин қайғурғандәк” қилип, һәрбий таҗавузини давамлаштурватқанлиқини сөзлиди . у исраилийәниң президент сарийини бомбардиман қилиш қатарлиқ таҗавузчилиқ тактикилириниң “уруш елан қилиш” қа баравәр икәнликини вә тинчлиқни капаләтләндүрүшкә пайдисиз икәнликини илгири сүрди. баш министир нетаняһу бомбардиманниң дуруз аз санлиқлирини қоғдаш үчүн икәнликини тәкитлиди, шәра буни сүрийәниң ички иши вә исраилийәниң “кеңәймичилик арзуси”ниң бәлгиси дәп рәт қилди. бу җиддийликләргә қаримай, америка васитичиликидики бихәтәрлик келишими сөһбити давамлишип, нормаллишиш йоллири издәнмәктә.
хуласә
трамп билән шәраниң учришиши дөләт мәнпәтигә мунасивәтлик зөрүрийәттин туғулған прагматист һисаб-китабниң ярқин намайәндисдур вә заманиви хәлқара мунасивәтниң маһийтиниң типик мисалидур. бир заманлардики җиһатчи каттиваш димкратийә вә сиғдурушчан дөләт систимиси бәрпа қилишни нишан қилған заманиви дөләт рәһбиригә айланди; америка болса бир заманлардики һәйәт тәһирр әлшамни хәтәрлик терор тәшкилати дәп қараштин, униң һакимйтиниң дуняда рәсмий түрдә қобул қилиниши үчүн авангартлиқ рол ойнашқа өзгәрди . әһмәд шәра үчүн, бу учришиш сиясий ғәлибә болуп, униң һөкүмитини муқимлаштуруш, қайта қуруш мәблиғини капаләткә игә қилиш вә җаһил рәқиблирини йәршари иттипақиниң күчи билән тәһдит селиш арқилиқ дөләт ичидики нопузини мустәһкәмләш үчүн зөрүр болған муһим хәлқаралиқ қоллаш билән тәминлиди.
бу мунасивәт заманиви ташқи сиясәттики өзгиришчанлиқ вә реаллиқ сиясәтниң қайси дәриҗидә мумкин икәнликини намаян қилип, дөләтләр арисдики истратегийәлик маслишишниң идеологийәлик қаршилиқ вә террорчи дегәндәк һәр хил намларға саһиб болуш вә шундақ дәп бекитиштин үстүн туралайдиғанлиқини көрсәтти. шәраму өтмүштики дуня систимиси қобул қилмайдиған радикал идийәдин хәлқара җәмийәт қобул қилған нурмал заманиви дөләт иддийсигә өтәләйдиған рәһбәр икәнликини испатлашқа теришмақта вә униң бу өзгириши дуня дөләтлириниң йеңи сүрийә һөкүмитигә афғанистан талибан һөкүмитидин пәрқлиқ муамилә қилишиға түрткә болмақта. чүнки бандит билән дөләт рәһбири оттурсидики пәрқ көрәштә ғәлбә қилиш вә дуняви дипломатийә қаидиси вә систимисға бойсунушта. бандит дөләт қурғандин кийн йәнә бандитлиқ мәнтиқиси билән һәркәт қилса йәнила бандит пети қеливириду вә омумлашқан система тәрипидин сиқип чиқирилиду вә әң ахирида йоқ қилиниду. һәйәт тәһрир әлшамниң тарихи мана бу бандит вә дөләт рәһбири мунасивитидур. бу худди дуня путбул мусабиқисигә қатнишиш үчүн дуня путбул фидратсийси бекиткән қаидә-низамларға буйсунуши шәрт икәнлики билән охшайду.
йеңи һөкүмәтниң иластикилиқи, сиғудурушчанлиқини оттуриға қоялиши буларниң дөләт қурушта, болупму ташқи сиясәттә нурмалдин тиз сүрәттә тәрәққий қилишиға түрткә болди. бу йәнә бир тәрәптин ялғуз сүрийә йеңи һөкүмитиниңла әмәс, түркийә, сәуди әрбистан қатарлиқ раюнлуқ чоң күчләрниң шундақла яврупа иттипақи вә америкадин ибарәт хәлқаралиқ чоң күчләрниң ортақ мәнпәтлириниң кесишиши шундақла бирликтә һәркәт қилишиниң нәтиҗисидур. шундақтиму сүрийәниң ички вәзийти йәнила наһайити зил, ташқи җәһәттин исраилийә мәсилиси зор бихәтәрлик әндишиси пәйда қилмақта. бунуқтидин сүрийәниң кәлгүси, шундақла йеңи америка-сүрийә мунасивити, шәраниң ички кирзисзларни мувәппәқийәтлик һәл қилалиши вә америкидики гуманланғучиларни өзиниң җиһадчи қомандандин дөләт әрбабиға айлинишиниң һәқиқий вә өзгәрмәс икәнликигә қайил қилалишиға бағлиқ. оттура шәрқ раюнида болса түркийә, сәуди әрәбистан вә исраилийә билән дөләт мәнпәтлири мәсилисдә һәммә тәрәп қобул қилидиған келишим һасил қилалишиға бағлиқ.
пайдиланған мәнбәләр:
Al Jazeera Staff and News Agencies. (2025, November 10). Trump hosts Syria’s al-Sharaa at White House as US extends sanctions relief. Al Jazeera.
Debusmann, B., Jr., & Berg, R. (2025, November 10). Syria to join US-led coalition to defeat IS group after Trump meeting. BBC News.
Echols, C. (2025, November 10). Trump brings out the big guns for Syrian leader’s historic visit. Responsible Statecraft.
Hume, T., Pietromarchi, V., & Uras, U. (2025, November 10). Updates: US waives sanctions on Syria after al-Sharaa meets with Trump. Al Jazeera.
Jalabi, R., & Hauslohner, A. (2025, November 10). Syria’s President Ahmed al-Sharaa visits White House for historic Trump meeting. (Source Document).
The Economist. (2025, November 11). Syria’s ex-jihadist president, now Donald Trump’s new bestie. The Economist.
Petronella, F. (2025, November 11). Syria, a (former) jihadist in Washington: What to know about the Trump–Al-Sharaa meeting. ISPI.
Plowright, W. (2025, November 12). How former jihadist Ahmed al-Sharaa ended up being welcomed to the White House. The Conversation.
Rossi, A. (2025, November 12). From US enemy to ally? Why ex-jihadist Syrian president’s meeting with Trump is a big deal. Sky News.
60 Minutes. (n.d.). Syrian President Ahmed al-Sharaa’s full 60 Minutes interview in Arabic. YouTube.
Brennan, M. (n.d.). Syrian President Ahmed al-Sharaa: The 60 Minutes interview . 60 Minutes.
New York Post. (n.d.). Trump praises ‘strong’ Syrian president in historic Oval Office meeting. YouTube.
The Economic Times. (n.d.). ‘How many wives…’: Trump asks Syrian Prez Al-Sharaa point-blank in White House; video goes viral . YouTube.
Times Originals. (n.d.). Searching for Syria’s most mysterious leader . YouTube.
