мәвлан тәңриқут
2025-12-22
source of the image: Henry Wong , TRIBUNE
йеқинқи 20 йил мабәйнидә, америка-хитай риқабити хәлқара мунасивәт тәтқиқатидики әң муһим тема болуп кәлмәктә. америкиниң хитай сиясити тарихий җәрянда мундақ басқучларни бесип өтти: 1960-йилларда хитайни совет иттипақиға қарши бир иттипақдаш дәп қараштин, 1990-йилларда иқтисадий тәрәққият арқилиқ уни демократик дөләткә өзгәртиш нишаниға, 2008-йилдики иқтисадий кризистин кейин уни күчлүк бир риқабәтчигә, 2016-йилидин буян болса, әгәр контрол қилинмиса америкиниң лидерлиқ орниға тәһдит салидиған “система характерлик рәқиб” дәп бекитишкә қарап тәрәққий қилди. тирамп иккинчи қетим сайланған 2024-йилидин буян болса, хитайни тосуп қелиш мумкинму-әмәсму? дегән мәсилә муназирә қилинмақта вә америка хитай билән дуняни тәң сорашқа (тәң һоқуқ талишишқа) тәйярлиқ қилишқа мәҗбур болмақта.
хитайниң америка сияситиму мушуниңға мас һалда өзгирип кәлди: 1960 йиллири сөвиткә қарши “йирақтики билән иттипақ түзүп йеқиндикигә һоҗум қилиш” (远交近攻) тактикисини , 1980-йилидин 2008- йилиғичә ” күчни йошуруп, пурсәт күтүш ” (韬光养晦) сияситини, 2016-17 -йилиғичә ” тинч баш көтүрүш” (和平崛起) сияситини қолланди. 2017- йилидин буян болса “хитайчә чоң дөләт дипломатийәси” (中国式大国外交) рамкиси астида “хәлқара мунасивәтини димкратийәләштүрүш” (国际关系民主化), “актиплиқ билән хәлқаралиқ буруч вә вәзипләрни үстигә елиш” (积极履行国际责任和义务) шәкилидә өзгирип маңди вә америка билән очуқ- ашкара етишидиған “бөрә дипломатийси” (战狼外交) дә өз ипадисини тапти.
җон мершеймер вә һуҗумчи реализим нәзәрийәси вә американиң дуняви һөкүмран болуш йоли
хитай-америка риқабити һәққидә нурғунлиған мутәхәссисләр охшимиған нуқтилардин чиқиш қилип тәһлилләрни оттуриға қойди. буларниң ичидә америкилиқ даңлиқ пирофессор җон мершеймер (John Mearsheimer) оттуриға қойған “қурулмилиқ реализм” (Structural Realism), техиму ениқ қилип ейтқанда “һуҗумчи реализм” (Offensive Realism) нәзәрийәси чоң күчләрниң дуняви һөкүмранлиқ талишишини чүшәндүрүштә күчлүк илмий асасқа игә.
мәзкур нәзәрийәниң мәркизий нуқтиси шуки, хәлқара система “анархийәлик” (anarchic), йәни мәркизий һөкүмәтсизлик характеригә игә. дуняда барлиқ дөләтләр бойсунидиған бир “дуня сақчиси” яки алий башқуруш оргини йоқ болуп, маһийәттә “җаңгал қануни” һөкүмранлиқ қилиду. дөләтләр хәтәргә йолуққанда ярдәмгә чақиридиған “хәлқаралиқ җиддий қутқузуш мәркизи” болмиғачқа, хәлқара система һәр бир дөләт өз бихәтәрликигә өзи мәсул болидиған “өзигә тайиниш системиси” (self-help system) дур. әмма, бу һаләт даим қалаймиқанчилиқ йүз бериду дегәнлик әмәс; чүнки чоң күч яки күчләр бәлгилигән пиринсиплардин шәкилләнгән тәртиплик бир система пәйда болиду, башқа дөләтләр болса пайда-зиян һесабати қилип, мәвҗутлуқини сақлаш үчүн чоң күчләрниң башқурушини васитилик яки биваситә қобул қилиду.
мершеймерниң қаришичә, бу хил система ичидә дөләтләрниң биринчи нишани — мәвҗутлуқини сақлап қелиштур. башқа дөләтләрниң нийитини билиш тәс болғанлиқи вә һәрбий күчниң тәңпуңлуқи һәр вақит өзгирип туридиғанлиқи сәвәблик, бир дөләт үчүн өз мәвҗутлуқини капаләткә игә қилишниң әң әқиллиқ йоли — имканқәдәр қудрәт тепиштур. қудрәт тепишниң ахирқи нишани дуняви һөкүмран болуштин ибарәт. буниң капалити “районлуқ һөкүмран” (regional hegemon) болуш, йәни өз районидики бирдинбир чоң күчкә айлиниш вә дуняниң башқа районлирида өзигә тәң келидиған риқабәтчиниң баш көтүрүшигә йол қоймаслиқтур.
“һуҗумчи реализм” нәзәрийәсигә асасланғанда, америка 1783-йилидин башлап район характерлик дәриҗидин ташқири күч болушқа тиришип кәлгән вә бу җәрянда төвәндики басқучларни бесип өткән:
қуруқлуқ кеңәймичилики: истратегийәлик орнини мустәһкәмләш үчүн атлантик окяндин тинч окянғичә болған пүткүл қуруқлуққа кеңәйгән.
шималий бихәтәрлик: сиясий вә һәрбий бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн 1812-йили канадаға таҗавуз қилған.
җәнубий тәһдитни йоқитиш: 1846- йили мексикиға һуҗум қилип, 1848-йили шәртнамә имзалаш арқилиқ мексикини аҗизлаштурған.
өзигә тәң келидиған районлуқ риқабәтчиләрни йоқатқандин кейин, явропадики чоң дөләтләрни ғәрбий йерим шардин қоғлап чиқириш вә уларниң қайтип келишиниң алдини елиш үчүн, 1823-йили монро хитабнамиси (Monroe Doctrine) ни илан қилған. бу хитабнамәбойичә, явропа күчлириниң америка қитәсигә қилған һәр қандақ сиясий яки һәрбий мудахилиси биваситә тәһдит дәп қаралған.
район зомигәрликиниң бекитилиши: 1898- йили испанийәни мәғлуп қилип, испан тәсир күчини ғәрбий йерим шардин қоғлап чиқарған вә өзиниң район характерлик мутләқ орнини тиклигән.
мушу йосун билән америка 19-әсирниң ахирида ғәрбий йерим шарда мутләқ зомигәрлик орниға еришти. шуниңдин кейин, америка башқа дөләтләрниң районлуқ риқабәтчигә айлинишини тосушқа күч чиқарди. икки қетимлиқ дуня урушида германийәниң явропаға һөкүмран болушини тосуп қалди. бу җәрянда дуняниң әслидики һөкүмрани әнглийә аҗизлап кәтти вә америка дуняниң йеңи “һакимбәг”игә айланди. соғуқ мунасивәтләр урушида (1945-1991) америка тоғра истратигийә билән совет иттипақиниң дуняға һаким болушини тосуп қалди вә ахирида уни парчилиди.
мәсилиниң йилтизи: “әмәтниң допписини мәмәткә кәйдүрүш” вә һәддидин зиядә кеңийиш
америка вә униң иттипақдашлириниң совет иттипақи үстидин ғәлибә қилиши ғәрб дунясида мислисиз һаяҗан пәйда қилди. ғәрблик академиклар, сиясәтчиләр вә пәйласопларниң көпинчиси бу ғәлибини “либерал демократик түзүмниң көмүнизм үстидин қазанған қәтий ғәлибиси” дәп хуласилиди. мушундақ бир һаяҗан ичидә, фирансис фукуяма 1992-йили “тарихниң ахирлишиши вә ахирқи инсан” намлиқ мәшһур әсирини язди. униң қаришичә, либерал демократик түзүм тарихтики барлиқ сиясий системилардин үстүн болуп, инсанийәт тәрәққиятиниң әң юқири чәккә йәткән нуқтисиға вәкиллик қилатти; шундақла бу түзүмниң қурғучиси болған ғәрбликләр “ахирқи ғәлибигә еришкән инсанлар” иди. бу пикир шу дәврдә зор алқишқа еришти, һәтта буниңға гуман билән қараш “җаһиллиқ” дәп әйибләнди.
1996-йили фукуяманиң устази самуел хантиңтон униң көз қаришиға қарши “мәдәнийәтләр тоқунуши” намлиқ китабини нәшр қилдурди. бу китаб ғәрб дунясидила әмәс, бәлки пүтүн дуняда зор ғулғула пәйда қилди. хантиңтонниң қаришичә, совет коммунизминиң йимирилиши инсанийәтниң “тарихий ахирлишиш” нуқтисиға йәткәнликидин дерәк бәрмәйтти. чүнки тоқунуш әмди мәдәнийәтләр асасида давам қилиду; буниңда ғәрб мәдәнийитигә қарши ислам мәдәнийити вә хитай куңзи мәдәнийити әң күчлүк икки рәқиб сүпитидә оттуриға чиқиду, һәтта бу иккиси бирлишип ғәрбкә җәң елан қилиду. әйни вақитта нурғунлиған ғәрблик мутәхәссисләр уни мәсилини һәддидин зиядә аддийлаштурувәткәнлик вә қисмән пакитлар билән омумийлиқни изаһлаш хаталиқи өткүзгәнлик билән тәнқид қилди. лекин, бу муназириләрниң һори янмай туруп, 2001-йили “11-сентәбир вәқәси” йүз бәрди. бу вәқә америка тарихида өз земинида йүз бәргән әң чоң паҗиә дәп қаралди.
америка өзигә келидиған тәһдитләрниң һәқиқәтән оттура шәрқ вә хитайдин келидиғанлиқини мөлчәрлиди. буниңға қарита хитай вә ислам дунясиға қарита икки хил истратигийә қолланди, әмма бу икки истратигийәниң асаси “демократийә-тинчлиқ нәзәрийәси”гә таянған иди. бу нәзәрийә дәсләптә явропа ақартиш һәрикити дәвридики мутәпәккур иммануел кант тәрипидин оттуриға қоюлған болуп, униң асасий идийәси шуки: демократик дөләтләрдә хәлқниң ирадиси муһим болғанлиқи үчүн, бу дөләтләр тинчлиқпәрвәр болиду; чүнки хәлқ урушни халимайду, әксичә баяшат һаят, гүлләнгән сода вә инақ җәмийәт истәйду. кейинчә либерал хәлқара мунасивәт нәзәрийәчилири бу қарашни техиму тәрәққий қилдуруп, “демократик дөләтләр бир-бири билән уруш қилмайду яки башқиларға қариғанда урушқа аз майил болиду” дәп йәкүнлиди. бу нәзәрийәниң күчлүк асаси бар иди; явропаниң иккинчи дуня урушидин кейинки демократийәлишиш җәряни вә буниң нәтиҗисидә барлиққа кәлгән явропа иттипақи буниң типик испати болалайду. йәнә келип ғәрб мәдәнийитигә тәвә болмиған японийә, корийә, сингапор вә тәйвән қатарлиқ дөләтләрдики демократийәлишиш, шуниң билән биргә оттуриға чиққан гүллиниш вә тинчлиқпәрвәрлик йәнә бир күчлүк пакит иди.
оттура шәрқкә демократийә експорти: қорал күчи арқилиқ
америка ислам дунясиға демократик түзүм вә либерал қиммәт қарашларни експорт қилиш сияситини йолға қойди. бу сиясәтниң мәзмуни асаслиқи “дектатур” дәп қаралған һакимийәтләрни алмаштуруш вә ғәрбчә мәдәнийәт амиллирини зорлаштин ибарәт иди. әмма бу истратигийә америкиниң әң әҗәллик хаталиқиға айланди. 2001-йилидин һазирғичә болған 24 йил мабәйнидә, америка интайин көп мәбләғ, әскирий күч, вақит вә зеһин сәрп қилди. оттура шәрқтә һакимийәтләр йиқилди, нурғун қан төкүлди; лекин демократийә вә тинчлиқ орнитилмиди. әксичә бир-биридин радикал гуруппиларниң мәйданға чиқишиға вә техиму чоң қалаймиқанчилиқларниң йүз беришигә сәвәб болди. америка вә ғәрб болса буларниң бәдилигә өзлиригә қаратқан ғайәт зор өчмәнликкә еришти. нәтиҗидә, оттура шәрқкә нә демократийә, нә тинчлиқ кәлмиди.
йәнә бир тәрәптин, “демократийә експорт қилиш” истратигийәси америка һөкүмәтлириниң либерал дуня қаришиға болған садиқлиқиға қарита гуман пәйда қилди. әгәр ирақ, ливийә, мисир, сүрийә, тунис вә алҗирийә һөкүмәтлири “дектатур” болса, ундақта иран, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, асияда чавшйән вә бирма қатарлиқ дөләтләр демократикму? немишқа буларға демократийә вә либерал қиммәт қарашлар експорт қилинмайду? афғанистан вә оттура шәрқтики урушларниң һәқиқий сәвәби немә? “дектатур болсиму, америка билән мәнпәәт тоқунуши болмиса радарниң сиртида қаламду?” дегән соалларниң ортақ бир җаваби йоқ.
униңдин башқа, либерал қиммәт қарашлар оттура шәрқ хәлқиниң мәдәнийәт әнәниси билән маслишамду? ғәрбтә мувәппәқийәт қазанған тәҗрибиләр дуняниң башқа йәрлиридиму чоқум ғәлибә қиламду? америкиниң чарәк әсирлик оттура шәрқ урушлири шуни көрсәттики, һәр бир мәдәнийәтниң тарихий тәҗрибиси охшаш болмайду; биридә мувәппәқийәт қазанған усул йәнә биригә мас кәлмәслики яки униң үчүн интайин узун вақит кетиши мумкин. йиғип ейтқанда, америка оттура шәрқтә бәзи шәкилвазлиқларни өзгәртип, кишиләрниң еңиға демократийә вә либерал қиммәт қарашларниң уруқини чачқан болсиму, лекин буларниң һәммисила бихлинип мевә бәрмиди. һәммидин ямини, америкиниң төлигән бәдили интайин еғир болди. бу бәдәлни маддий җәһәттин һесаблиғили болсиму, әмма әң әҗәллик бәдәл америка күчиниң хориши вә дуняви һөкүмранлиқ орниниң төвәнлиши болди.
тарихқа нәзәр салсақ, күчлүк империйәләр рәқиблириниң зиядә күчийип кәткәнликидин әмәс, бәлки кеңәймичилик даирисиниң дөләтниң әмәлий күч даирисидин ешип кәткәнлики сәвәбидин йимирилгән. мәсилән, рим империйәси герман қәбилилириниң күчийип кәткәнликидин әмәс, бәлки оттура деңиз, шималий африқа вә явропаниң шималиға қарап һәддидин зиядә кеңийип кәткәнликидин йимирилгән. моңғул империйәсиму ғәрбтә шәрқий явропа вә әрәб чөллиригә, җәнубта шәрқий җәнубий асияниң орманлиқлириға барғанда төткә бөлүнүп кәткән вә мәркизий ханлиқниң контроллуқи аҗизлиған. иккинчи дуня урушида германийәму русларниң туюқсиз күчийип кетишидин әмәс, бәлки уруш сепиниң зиядә узирип кетиши сәвәбидин мәғлуп болған. әнглийә империйәсиму аҗизлиған күчиниң дуняниң һәммә йеригә тарқалған мустәмликә земинлирини башқурушқа йәтмәслики сәвәбидин йимирилгән. испанийә империйәси вә напалеон фирансийәси қатарлиқ нурғун мисалларму мушундақ охшаш қанунийәтни дәлилләйду. бу нуқтидин америка һазир һалқилиқ ноқтида турмақта.
хитайға демократийә експорти: мәбләғ селиш истратегийәси
америкиниң оттура шәрқ истратегийәси қорал күчи арқилиқ демократийә вә либерал қиммәт қарашларни йейишни мәқсәт қилған болса, хитайға қаратқан истратегийәси мәбләғ селиш вә иқтисадни тәрәққий қилдуруш арқилиқ демократийә вә либерал қиммәт қарашларни експорт қилиш болди. бу сиясәт либерал хәлқара мунасивәт нәзәрийәсидики “демократик тинчлиқ нәзәрийәси”ниң бир қисми болуп, униң мәнтиқиси мундақ: иқтисад тәрәққий қилса, оттура синип пәйда болиду; оттура синип һәм пул тапқан, һәм аңлиқ кишиләр болуп, улар тәбиий һалда демократийә вә әркинлик тәләп қилиду. бу қутуптикиләрниң сани көпәйгәнсири, түзүм өзгәртиш тәлипи күчийип, һөкүмәткә бесим һасил қилиду; һөкүмәт болса өз мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн, уларниң тәлипи бойичә демократик ислаһат елип беришқа мәҗбур болиду. нәтиҗидә, хитайниң түзүми демократийәлишиду. “демократик дөләтләр урушқа аз майил болиду яки икки демократик дөләтниң бир-бири билән уруш қилиш еһтималлиқи интайин төвән болиду” дәп қарилиду. бу нәзәрийә ғәрб җәмийитигә нисбәтән тоғра болуп, ғәрбтә демократийәлишиш җәряни һәқиқәтән юқириқидәк басқучларни бесип өткән. америка бу әндизини хитайда синап көрди вә өз бешиға бала териди.
америка-хитай мунасивәтлириниң тарихий тәрәққият җәряниға вә нөвәттики йөнилишигә нәзәр салсақ, икки дөләт оттурисидики иқтисадий, истратегийәлик вә идеологийәлик мунасивәтләрниң маһийитини чоңқур чүшиниш мумкин. иккинчи дуня урушидин кейин, америка-хитай мунасивәтлири интайин мурәккәп вә давалғушларға толған бир мусапини бесип өтти. 1969-йилидики чегра тоқунуши билән чоққиға йәткән хитай-совет мунасивитиниң йириклишишигә қәдәр, вашингтон билән бейҗиң бир-биригә идеологийәлик дүшмән сүпитидә қарап кәлди. икки дөләт мунасивитидики һалқилиқ бурулуш нуқтиси 1970-йиллардики дипломатик йеқинлишиш (җүмлидин президент никсонниң зиярити) билән башланди. америка өз мәнпәәтини чиқиш қилип, икки коммунист дөләткә охшимиған истратегийә қолланди: совет иттипақини пүтүнләй йоқитишқа тегишлик “мәвҗутлуқ тәһдити” дәп қариса, хитайни иқтисадий тәрәққиятқа әгишип либераллиққа вә демократийәгә өтүш еһтималлиқи болған дөләт дәп қариди. мушу пәрәзгә асасән, америка вә униң иттипақдашлири 1980-йиллардин башлап хитайға зор миқдарда мәбләғ селишни йеңи бир истратегийә сүпитидә йолға қойди.
америка тәхминән оттуз йил вақтини хитайни өзи йетәкчилик қиливатқан хәлқаралиқ системиға елип кириш үчүн сәрп қилди; бу җәрянда хитайниң дуня сода тәшкилатиға (WTO) киришини актип қоллиди һәмдә хитайға ғайәт зор биваситә мәбләғ салди вә техника експорт қилди. 2000-йиллардин илгири, хитай дең шявпиңниң “күчни йошуруп, пурсәт күтүш” (韬光养晦) сияситигә әмәл қилип, америка башчилиқидики дуняви һөкүмранлиқ қурулмисини қоллап кәлди яки униңға қарши чиқмиди. кейинрәк, ху җинтавниң “тенч қәд көтүрүш” шоари астида, гәрчә идеологийәлик сүркилишләр мәвҗут болсиму, икки дөләт 2012-йилиғичә асасән һәмкарлиқ мунасивитини сақлиди. нәтиҗидә, хитай 2010-йили иқтисадий җәһәттин (GDP) японийәдин, 2014-йили сетивелиш күчи тәңпуңлуқи (PPP) бойичә америкидин ешип кәтти. 2018-йилиғичә болған арилиқта хитай йиллиқ оттуричә иқтисадий ешишини %9.5 лик сүрәттә сақлап кәлди. икки дөләт оттурисидики қоюқ сода алақиси уларни иқтисадий җәһәттин бир-биригә чәмбәрчас бағлап қойди.
хитай иқтисади мөҗизә кәби тәрәққий қилди. 2018-йили хитайдики оттура синипниң сани 707 милйонға йетип, дуняда биринчи орунға чиқти. бирақ вәзийәт күтүлгинидәк болмиди. бу оттура синип хитай һөкүмитидин демократик ислаһат тәләп қилалмиди; иқтисадий мувәппәқийәтләрму хитайға демократийә вә либерал қиммәт қарашларни елип кәлмиди. әксичә, хитай ғәрбниң мәблиғи вә техникисидин пайдилинип қолға кәлтүргән иқтисадий күчи арқилиқ, өзиниң сиясий контроллуқини техиму күчәйтти. демократийәдин техиму йирақлишип, мустәбит түзүми техиму қудрәт тапти, шундақла ғәрбниң қиммәт қарашлирини очуқ-ашкара рәт қилди. хитай әмди америкиниң, болупму шәрқ асиядики үстүнлүкигә йол қоймайдиғанлиқини ениқ ипадиләп, америкиниң дуняви һакимбәглик орниға җәң елан қилмақта. һәтта буниңдинму өтүп, хитай рәһбәрлири нөвәттә хитайниң иқтисадий вә сиясий әндизисиниң ғәрбниң либерал моделидин әвзәл икәнликини, шуңа дуняға демократийә вә либерал қиммәт қарашларниң орниға, хитайчә сиясий система вә қиммәт қарашларни бир таллаш сүпитидә сунмақта.
йиғип ейтқанда, ғәрбкә мас кәлгән бу нәзәрийә хитайға кәлгәндә ишлимиди. җон мершеймер америкиниң бу сияситини “либерал хам хиял” дәп атиди. униң қаришичә, америка хитайниң қәд көтүрүшигә шараит яритип бериш арқилиқ, соғуқ мунасивәтләр урушидин кейинки әң чоң истратегийәлик хаталиқини өткүзди. америка әмәлийәттә хитайни өз қоли билән иқтисадий вә һәрбий җәһәттин күчлүк дөләт қилип қуруп чиқти; әмдиликтә болса, хитай америкиниң тарихтики әң чоң рәқибигә айланди.
һарғин америка VS күчигә толған хитай
америка иккинчи дуня урушидин кейин дуняниң сақчиси болуш ролини өтәп кәлди. явропани иқтисадий җәһәттин қайта қуруп чиқти, шундақла уларниң бихәтәрликини биваситә үстигә алди. соғуқ мунасивәтләр урушидин кейин, юқирида тилға елинғандәк, оттура шәрқтә узунға созулған, интайин қиммәткә чүшкән, алған пайдисини ениқ бир нәрсә дегили болмайдиған, әмма америкиниң дуняви күчи вә инавитини хоратқан тоқунушларға кирди. америкиниң оттура шәрқ вә дуняниң башқа йәрлиридики һәрбий һәрикәтлирини капаләткә игә қилиш үчүн ишлитидиған йиллиқ мудапиә чиқими 997 милярд доллар болуп, бу дунядики пүтүн дөләтләрниң омумий мудапиә чиқиминиң 40% ни игиләйду. йәнә келип, дуняниң 80 дин артуқ дөлитидә 750 әтрапида һәрбий базиси бар болуп буларниң һәммиси әмәлийәттә америкиға ғайәт зор йүк болуп кәлмәктә.
америкиниң һәддидин зиядә кеңийип кәткәнлики вә буниң хитайға пурсәт яритип беридиғанлиқи обама дәвриниң ахирида тонуп йетилгән болсиму, тирамп һөкүмити бу җәһәттә техиму кәскин қарарларни алди. тирамп америкиниң көтүрәлмәс йүклирини ташлап, өз қитәсигә қайтиш вә мудапиә мәсулийитини иттипақдашлири билән тәң көтүрүш истратегийәсини қолланди. әмма, тирампниң сиясәтлиригә нәзәр салсақ, “тоғра истратигийәниң хата киши тәрипидин хата иҗра қилиниши”дәк бир йәкүн келип чиқиду. тирампни америка вә дуня тарихидики әң һәйяр вә нумус қилмайдиған пиризедент дәп қараш мумкин. униңда лидерларға хас сөз қилиш маһарити вә дөләт рәһбиригә лайиқ әхлақниң болмаслиқи әҗәллик бир кәмчиликтур. аристотелниң “демократийә — пүтүн начар системилар ичидики әң яхшиси” дегән сөзи, дәл тирамптәк бир кишиниң америкиға рәһбәр болуп сайлиниши билән өз ипадисини тапти. тирамп җиддий сорунларда нурғун керәксиз, ялған вә мубалиғә қилинған гәпләрни қилиду; халиса бирини йоқ сүпәтләр билән махтайду, халиса асассиз әйибләйду. у өз ачкөзлүкини пәдазлимай дуняға ашкарилап, америкиниң һәрбий күчини өзиниң “лүкчәк сиясити” үчүн қорал қилип ишләтмәктә, буларниң һәммиси америкиниң хәлқарадики образиға еғир зиян йәткүзмәктә.
тирампқа селиштурғанда, униң рәқиблиридин путин вә ши җинпиң техиму әстайидил вә ишәнгили болидиған тәсир бериду. шуңа хитайлар тирампниң америкиға пиризедент болушини “тәңриниң хитайға қилған мәрһәмити” дәп қарайду. чүнки тирампни иқтисадий мәнпәәт билән тез бир тәрәп қилғили болиду, шундақла һәммидин муһими хитайниң әң күчлүк рәқиби болған америка вә ғәрбни тирамп өз қоли билән аҗизлаштуруп бериду.
бир дөләтниң гүллиниши вә завал тепишида ғәрбликләр дөләт рәһбири әмәс, бәлки дөләт түзүми муһим рол ойнайду дәп қарайду. хитайлар болса мәсилигә мундақ қаримайду; уларниң қаришида, дөләт лидери түзүмдин муһим. бу һәқтә чиңхуа университетиниң хәлқара мунасивәт мутәхәссиси йән шөтуң мәхсус бир китаб язған болуп, у бир чоң күчниң йүксилиши яки заваллиққа йүз тутушидики түп түрткилик амилниң сиясий рәһбәрлик икәнликини оттуриға қойиду.
йән шөтуңниң пикричә, дөләтләр йүксилиду, юқири пәллигә чиқиду вә ахирида заваллиққа йүз тутуп йимирилиду. түзүмниң өзила бу җәрянни толуқ чүшәндүрүп берәлмәйду, чүнки бир дөләт әң гүлләнгән чоққисидиму вә вәйран болуш алдидиму охшаш бир түзүм астида турған болуши мумкин. мәсилән, әнглийә империйәси, натсист германийәси, совет иттипақи вә америка қатарлиқ дөләтләрниң һәммиси өз түзүмлиридә түп өзгириш болмиған әһвалда йүксилиш, муқимлиқ вә заваллиқ мәзгиллирини бешидин өткүзгән. әгәр түзүм мувәппәқийәтниң асаслиқ амили болған болса, охшаш бир түзүмниң һәм дөләтни чоққиға чиқириши, һәм униң заваллиққа йүз тутушиға сәвәбчи болуши мумкин болмайтти. шуңлашқа, бу җәряндики өзгиришчан амил — рәһбәрниң қабилийити вә улар қолланған истратегийәдин ибарәттур.
йән шөтуң 2017- йили тирамп һөкүмити тәхткә чиққан дәсләпки алтә ай ичидә, америкиниң юмшақ күчи вә истратегийәлик инавитиниң (strategic credibility) зор дәриҗидә төвәнләп кәткәнликини көрситип өтиду. у мундақ дәйду: америкиниң демократик түзүми өзгәрмигән, бирдинбир өзгәргән нәрсә пәқәт “рәһбәрлик”тур. йән шөтуң йәнә хәлқара мунасивәтләрдә “истратегийәлик инавәт”ниң, йәни башқа дөләтләр ишинәләйдиған, вәдисидә туридиған бир сиясий гәвдә болушниң әң әқәллий “төвән қатламлиқ әхлақ” икәнликини тәкитләйду. тирампниң хәлқаралиқ вәдилиридә турмаслиқи вә даим ялған сөзлиши (китабта көрситилишичә, тирамп йилда оттура һесаб билән 2000 қетим ялған сөзләйдикән) америкиниң “истратегийәлик инавити”гә зор зиян йәткүзгәнликини әскәртиду. инавәт тикләш интайин узун вә қийин бир мусапә, бирақ уни вәйран қилиш бәкла асан. тирамп америкиниң хәлқарадики етибариға төт йил ичидә зор зиян йәткүзгән болса, униңдин кейин кәлгән рәһбәрләрниң бу инавәтни әслигә кәлтүрүши үчүн техиму узун вақит кетиши мумкин.
йән шөтуңниң нәзәрийәсини пүтүнләй тоғра яки хата дегили болмайду. тирамп һөкүмитиниң америкини һәддидин зиядә кеңийип кәткән һаләттин йиғинчақ һаләткә елип келиш истратигийсиниму хата дейәлмәймиз. чүнки бу америкиниң күчиниң йәниму хорап кетишиниң алдини алиду; бәлким бу әң һалқилиқ пәйттә елинған тоғра қарар болушиму мумкин. әмма бу истратегийәни елип бериш җәряниниң хата икәнлики вә тирампниң америкиға һәмдә ғәрб нәччә йүз йил вақит сәрп қилип тиклигән либерал хәлқара системиға зиян селиватқанлиқи муқәррәр.
иқтисадшунас (The Economist) журнилиниң әң йеңи анализ мақалисидә көрситилишичә, тирамп өзиниң дөләт ичи сиясәтлири вә әнәниви иттипақдашлирини ятлаштуруш һәрикәтлири арқилиқ, өзи сәзмигән һалда хитайниң йүксилишигә түрткә болмақта. тирампниң дөләт ичидики “илим-пәнгә һуҗум қилиш” сиясити тәтқиқат орунлириниң милярдлиған мәблиғиниң кесилип кетишини кәлтүрүп чиқарди. униң чәтәллик тәтқиқатчиларға болған дүшмәнлик позитсийәси иқтисаслиқларниң сиртқа еқип кетишини (brain drain) тезләтмәктә. нәтиҗидә, нурғунлиған талантлиқ алимлар америкидин кетишкә яки америкини таллимаслиққа мәҗбур болған, бу әһвал биваситә хитайниң иқтисаслиқлар амбирини бейитти.
тирамп йәнә хәлқаралиқ иттипақдашлири билән бирлишип хитайға қарита “сода қоршави” шәкилләндүрүшниң орниға, өзиниң таможна беҗи сиясити арқилиқ иттипақдашлириниму хитай тәрәпкә иттиргән. буниң билән хитайға қарши бирликсәп қуруш пурситини қолдин бәргән. тирамп буниңдин сирт америка дуняви иттипақдашлирини бағлап туридиған универсал қиммәт қарашларға сәл қараш арқилиқ, америкини худди риқабәтчилиригә охшаш тар милләтчилик түсини алған бир дөләткә айландуруп қоймақта. бу бурулуш америкиниң әң чоң әвзәллики болған йәр шари характерлик тәсир күчи вә әхлақий нопузини суслаштурмақта. тирампниң “пәрәз қилғили болмайдиған” вә “содилашқучи” характери болса иттипақдашлар арисида турақсизлиқ яратқан. бу әһвал нурғун дөләтләрни “тирамп тәрипидин ташлинип қелиш”тин әнсирәп, хитай билән болған мунасивитини йеқинлаштурушқа вә истратегийәлик мудапиәлиниш йолини таллашқа мәҗбур қилмақта.
дөләт күчи һәрвақит шу дөләтниң өз тәрәққияти биләнла өлчәнмәйду; бәлки рәқибиниң қанчилик аҗизлиғанлиқиму бу күч селиштурмисини бәлгиләйдиған муһим амилдур. америкиниң 1945-йилидин, болупму 1991-йилидин буянқи сиртқа кеңийиш нисбити дөләтниң әмәлий күчидин ешип кәтти. өткән 20-30 йилға нәзәр салсақ, америкиниң универсал дөләт күчиниң (һәрбий, иқтисадий, пән-техника вә дипломатийә) үзлүксиз төвәнләватқанлиқини көрәләймиз. 2000-йиллардики һәйвәтлик америка билән 2025-йилидики чарчиған, чарисиз вә зиддийәтләр ичидә қалған америкини селиштуруш, мәсилини техиму ениқ көрситип бериду.
америка демократийә вә либерал қиммәт қарашларни експорт қилиш үчүн милярдлиған доллар мәбләғ селип, йүз миңлиған әскирини қанлиқ урушларға йөткәп, ахирида өзигә йеңи дүшмәнләрни тепивалди. америка мушундақ һерип чарчиған бир вақитта, хитай пүтүн күчини дөләт ичини тәртипкә селишқа, иқтисадий вә һәрбий қудритини ашурушқа һәмдә өз дипломатийә торини кеңәйтишкә сәрп қилди. хитай һәтта америка дүшмән қилғанларни (русийә вә мусулман дөләтлирини) өзигә йеқин дост қиливалди. охшаш усулда, 2000-йиллардики “сахта маллар вә әрзан әмәк күчи макани” дәп қарилидиған хитай билән, 2025-йилидики “дуняниң завути”, рәқәмлик дуняниң башламчиси вә америкиниң тарихтики әң күчлүк рәқибигә айланған хитайни селиштуруш, күч селиштурмисидики бурулушни техиму ениқ көрситип бериду.
хитайниң дуня санаәт қошумчә қиммитидики үлүши нөвәттә 30% тин ешип кәтти. бу әһвал хитайға йәр шари тәминат зәнҗирини халиған вақитта паләч қилип қоюш иқтидарини бәрди. болупму “йешил техника” саһәсидә мутләқ һөкүмранлиқ орнини тиклигән болуп, дунядики қуяш енергийә тахтилири, шамал торбинилири вә електрлик машиниларға керәклик хам әшя вә запчасларниң 60% тин 80% кичә болған қисмини хитай тәминлимәктә. хитай йәр шари бойичә йеңилиқ яритишниң алдинқи сепигә өтти; у 74 муһим илмий саһәниң 66 сидә тәтқиқат җәһәттин дуняниң алдида кетиватиду. хитай бу үстүнлүктин пәқәт байлиқ яритиш үчүнла әмәс, бәлки бир “күч мәнбәси” сүпитидә пайдилиниш нийитини ашкарилиди. мәсилән, аз учрайдиған минералларниң експортини чәкләш арқилиқ, башқа дөләтләрниң өзигә болған еһтияҗини сиясий қоралға айландурди.
анализниң бу нуқтисиға кәлгәндә шуни тәкитләш зөрүр: һазирқи әһвалниң бундақ шәкиллиниши хитайниң ғәлибә қилиши яки американиң мәғлуп болушидин дерәк бәрмәйду; һәтта хитайниң америкадин өтүп кәткәнликиниму көрсәтмәйду. әксичә, бу пәқәт һазирқи реаллиқниң һәқиқий, пәрдазланмиған һалитидур. америка йәнила дунядики әң чоң иқтисадий гәвдә вә әң күчлүк дөләт болуп, болупму һәрбий җәһәттә үстүнлүккә игә. әмма униң омумий (универсал) күчиниң аҗизлишиши, тәсир даирисиниң хорап кетиши вә трамп мәзгилидә бир киризисиниң ичигә кирип қалғанлиқиму бир һәқиқәттур. шундақла бу мәзгилдә хитайниң наһайити тез сүрәттә американи қоғлап келиватқанлиқини инкар қилишқа болмайду. трампниң сабиқ мәслиһәтчиси җон болтонниң қаришичә, трамп тәхттин чүшкәндин кейин америка “релисқа қайтип чүшүши” мумкин. профессор мершаймер болса трампниң диққәтни хәлқаралиқ ишларниң орниға дөләт ичигә қаратқанлиқини чоң җәһәттин тоғра дәп қарайду. бәлким трамптин кейинки пирезидент американиң “артуқ йүкни ташливетиш” истратегийәсини техиму тоғра шәкилдә йолға қоюп, шу арқилиқ хитайни үнүмлүк чәклийәләйдиған болуши мумкин. шундақтиму, хитайниң күчийиши, русийәниң қайта баш көтүрүши дуняниң бурунқидәк пүтүнләй америкаға тәвә болмайдиғанлиқини көрсәтмәктә. әксичә, америка йәнила 1-нумурлуқ күчлүк дөләт болуп қалсиму, хитай, русийә, явропа иттипақи, һиндистан вә японийә қатарлиқ күчләрниңму зор тәсиргә игә болған көп қутуплуқ дуняниң шәкиллиниватқанлиқиға ишарәт қилмақта.
пайдилднған материяллар:
The Economist. (2018, March 1). How the West got China wrong
阎学通. (2020). 大国领导力. 中信出版集团
Tanrikut, M. (2024). Assessing China’s Hegemonic Ambitions Amidst the Eastward Shift of Global Power: An Analysis of Offensive Realism and Economic Growth. Asya Studies, 8(30), 337-360. https://doi.org/10.31455/asya.1568472
Asia Society. (2024). The United States, China, and the Future of the Global Order [Video]. YouTube
Rachel Blevins. (2025, November 18). Russia DOMINATES on the Battlefield + China’s RISE Challenges the US | Prof. John Mearsheimer [Video]. YouTube
The Economist. (2025, November 18). China and Japan are in a vicious game of chicken over Taiwan
The Economist. (2025, November 27). America’s oldest ally in Asia is drawing closer to China
The Economist. (2025, December 11). Hedging against Trump, Canada reconsiders ties with China
The Economist. (2025, December 18). China proved its strengths in 2025—and Donald Trump helped
China Daily. (n.d.). Mearsheimer on China-US: The US can no longer stop China’s rise [Video]. YouTube
GEO POLITICS. (n.d.). How China Rewrote the Global System — And Why America Can’t Stop It [Video]. YouTube
Pascal Coppens. (n.d.). What the West gets wrong about China! Four main misconceptions about China [Video]. YouTube
World Knowledge Forum. (n.d.). The Future of the Global Geoeconomic Order | John Mearsheimer, Robin Niblett and Henry Haggard [Video]. YouTube
