мәвлан тәңриқут 2025-11-23
әнгилийәдики иқтисадшунас (The Economist) журнилини һәр йили 11- яки 12- айларда дуняниң кийнки йилидики вәзийити һәққидә анализ елип бариду. бу анализларни пәрәз дәп қарашқа болиду, әмма бу пәрәзләр дуняда йүз бериватқан өзгиришләр, бу һәқтә йезилған илимй мақалә, доклат, истастика вә хәвәрләргә таянған болуп “пәқәтла пәрәз қилиш” тин зор дәриҗидә һалқип кәткән болуп күчлүк дәлил вә учур асасиға егә. оттуриға қойған илмий пәрәзләрниң көп қисими чоң җәһәттин тоғра чиқип келватиду. мән шәхсән 2016-йилидин бери журналниң бу санни оқуп келиватқан бири болуш сүпитим билән журналниң бәзи муһим қисмлирини уйғурлар билән ортақлишиш дуня вәзийтини чүшиниш үчүн пайдилиқ болиду, дәп қараймән. әлвәттә һәр қетимлиқ анализиларниң бәзилири хатаму чиқиду яки қисмән тоғра чиқиду. чүнки кәлгүси һәққидә һичким 100% тоғра анализ елип баралмайду. әмма иқтисадшунас журнлиниң бу сани дуняниң кәлгүси омумий вәзийитиниң әң йеқин сиясий картиниси сизип бериду. шуңа кийнки бир қанчә язмида журналниң бу қетим йеңи чиққан анализлири арсидин муһим болғанлирини таллап оқурмәнләрниң диқитигә сунимиз.
“иқтисадшунас” 1843-йили җеймис вилсон (James Wilson) тәрипидин қурулған, баш шитаби лондонға җайлашқан нопузлуқ әнгилийә һәптилик журнилидур. бу журнал асаслиқи хәвәр, хәлқара сиясәт, сода вә пән-техника саһәлири һәққидики анализлири билән дуняға мәшһурдур. мәзмунлири “хәвәр қилиш” (reporting) тин бәкрәк , санлиқ мәлуматқа таянған чоңқур тәһлил вә мулаһизиләрни асас қилиду. журнал басма шәкилдә һәптилик дуняниң нурғун җайлириға тарқитилғандин сирит, рәқәмлик йәни еликтронлуқ муштәри болуш имканийтиму суниду.
журналниң һәр қетимлиқ “кәлгүсидики дуня” (The World Ahead) һәққидики сани нурғун саһәләргә четилған болуп нурғун дөләтләргә мунасивәтлик анализларни өз ичигә алған. өтүкән сиясәт тәтқиқат мәркизи болуш сүпитимиз билән буларниң һәммисини оқурмәнләрниң диқитигә сунуп болалмаймиз. лекин муһим болғанлирини таллап силәр билән ортақлишимиз. һәммини оқумақчи болғанлар бу журналниң тор бетигә керип сетивелип оқуса болиду, яки сиз турушлуқ дөләтләрдә журнал басма һәләттә сетилиду. бу язмида 2026- йилидики хитайниң вәзийти һәққидики анализларни диққитиңларға сунилиду. язмидики мәзмунлар мәзкур журналниң “2026- йилидики дуня” (The World Ahead 2026) намалиқ санидин өзләштүрүп елинди.
2026-йили башланғанда, асаслиқи америкиниң “бикинивелиш” (Isolationism) , йәни дуня билән кари болмаслиқ, сияситиниң қалаймиқанлаштурғучи тәсири сәвәбидин, хитай хәлқара сәһнидә интайин әвзәл, әмма бир қәдәр хәтәрлик орунға егә болиду. 2025-йили хитай үчүн мувәппәқийәтлик бир йил болди; иқтисад ешишни сақлап қалди вә техникида өзигә тайиниш тәшәббуслири җанланди. әмдиликтә ши җинпиң башчилиқидики рәһбәрлик қатлими һалқилиқ бир таллашқа дуч кәлди. хитай һазирға қәдәр трамп дәвригә устилиқ билән тақабил туруп, иқтисадини қоғдап, сода бесимлириға үнүмлүк қайтурма зәрбә берип кәлгән болсиму, 2026-йили гео-политикилиқ вәзийәттә мудапиәдин һуҗумға өтүштәк күчлүк бир тәмәгә (қизиқтурушқа) дуч кәлмәктә. дөләтниң истратегийилик йөнилиши 2026-йили мартта елан қилинидиған вә һөкүмәтниң 2030-йилғичә болған сиясәтлирини бәлгиләйдиған “15-бәш йиллиқ пилан” да рәсмий бекитилиду.
2026- йили хитай, америка қалдуруп кәткән бошлуқтин пайдилиниш үчүн бир қатар тактикиларни қоллиниду. буларниң ичидә техникилиқ үстүнлүкни қоғлишиши һәмдә хитайниң ички иқтисадий аҗизлиқлири билән район вәзийитиниң җиддийлишишини тәңпуңлаштуруш җәряни асаси орунда туриду. 2026-йилда хитай аз учрайдиған минираллар (rare-earth minerals) вә мәңгүлүк магнит (Permanent magnet) ишләпчиқириштики үстүнлүкини ишлитип рәқиблиригә бесим қилиш арқилиқ йәршариви күчниң чоққисиға чиқип американиң дуняви лидирлиқ орниға җәң илан қилидиған дөләт кимликини техиму рушән шәкилләндүриду.
трамп башчилиқидики америка сияситиниң “турақсиз вә қалаймиқан” тәбиитигә селиштурғанда, хитай өзини муқим тәрәққиятқа вәдә бәргүчи, ишәнчлик күч сүпитидә дуняға тонуштуриду. хитай рәһбәрлири трампниң иккинчи қетим президент болушидин кәлгән пурсәттин пайдилинип, йәршариви “баян уруши” (Narrative War) да утуқ қазиниш үчүн “устилиқ оюни” ойнимақта. хитайниң истратегийәси америкиниң орнини бесип “дуня сақчиси” болуш яки барлиқ бошлуқларни толдуруш әмәс; бәлки өзини ишәнчлик иқтисадий шерик сүпитидә көрситиш, шуниң билән биргә ғәрбниң “хәлқара қаидә асасидики тәртип”ни қоғдаш намида йүргүзүватқан җаза, һәрбий арилишиш вә мудапиә характирлик иттипақдашлиқини әйибләш вә орниға өзиниңкини дәсситишкә урунуш яки буниңға ул селиштур. хитайниң қаришичә, ғәрбниң бу тәртипи пәқәт өзлириниң либерал қиммәт қаришини йошуруштики бир васитиси.
хитай узун йиллиқ вә башқа мәдәнийәтләргә охшимайдиған мәдәнийтини дуняви юмшақ күчини ашурушниң бир вастиси болалайду, дәп қарап кәлмәктә. америкиниң чоңлар картон филимی “җәнубий бағчә” (South Park) ниң 2025-йили сентәбирдики бир бөлүмидә хитайда лайиһәнгән , чирайини пүрүштүрүвалған қончақ “лабубу” пәйда болған болуп бу хитай мода мәдәнийити үчүн бир ғәлибә дәп қаралмақта. чүнки бу, хитай иҗадийитиниң ғәрбниң асасий еқим еңиға қанчилик дәриҗидә сиңип кириватқанлиқини көрситип бериду. хитайға нисбәтән ейтқанда, униң дуняви дәриҗидә тәсир көрситәләйдиған мәдәнийәт мәһсулатлирини яритиш иқтидари — йәни “юмшақ күчи” — униң иқтисадий күчигә мас кәлмәйдиған дәриҗидә аҗиз болуп кәлди. хитай рәһбәрлири 5000 йилдин артуқ тарихий мираслири билән махтинип кәлгән болсиму, америкилиқлар вә явропалиқлар йипәк вә чайдин башқа, хитайниң бирәр телевизийә тиятири, кино яки нахша чолпининиң исмини ейтип берәлмәйду.
бирақ, бу әһвал һазир өзгиришкә башлиди. хитайниң толуқ қоллиши астида, хитайниң иҗадий билим мүлүк һоқуқи ишләпчиқириш саһәсидә бир инқилаб йүз бәрмәктә. барғансери көплигән маркилар ғәрб базарлириға кирмәктә. техиму көп хитай мәһсулатлири америка вә явропадики иҗтимаий таратқуларда қизғин алқишқа еришмәктә. лабубу пәқәт буниң бир мисали халас. уни ишләпчиқарған “Pop Mart” ширкитиниң пай баһаси өткән бир йилда %400 өрлигән. башқа нурғун маркиларму йол ачмақта. хитайниң соғуқ ичимлик вә марожни зәнҗирсиман дукини “мишө” (Mixue) шәрқий җәнубий асияда дуканлирини ачқандин кейин, һазир америкида дукан ечишни башлиди. сүт чай маркиси “чаки” (Chagee) му шундақ қилмақта.
2024-йили “қара әпсанә: вукуң” (Black Myth: Wukong) намлиқ тор оюни пүтүн дуняда ғулғула қозғап, тарихтики әң мувәппәқийәтлик оюнларниң биригә айланған. шундақла йәнә 2025-йили “ниҗа 2” (Ne Zha 2) намлиқ картон филим хитайниң беләт кирими рекортини бузған. гәрчә бу филимни ишлигән ширкәт персонаж таварлирини сетишта яхши нәтиҗигә еришкән болсиму, әмма ғәрбтә унчә мувәппәқийәт қазиналмиди. буниң асаслиқ сәвәби америка вә явропадики қоюлуш қетим саниниң чәклик болуши вә вәқәликниң ғәрбликләр чүшинишкә қийнилидиған хитай әпсанилиригә мәркәзлишип қелишидур. шундақтиму, 2026-йили дуняниң һәрқайси җайлиридики кишиләр өз шәһәрлиридә натонуш исимдики йеңи маркиларни көрүши мумкин. у “Pop Mart”, “мишө” яки “чаки” болуши мумкин. һалбуки, алма (Apple), кока-кола (Coca-Cola) ға охшаш ғәрбниң әң бәлгә характерлик маркилири дунядики әң чоң еһтияҗни қандурушта йәнила йетәкчи орунда туриду.
шерикләрни җәлп қилиш вә рәқибләрни аҗизлитиш
2026-йили хитайниң дипломатик утуқлири асаслиқи трамп һакимийитиниң сиясәтлири бошлуқ яратқан үч саһәдә көрүлиду:
йешил техникидики\ муһит асираш типидики үстүнлүк: трампниң йешил техника ярдәм пулини қисқартиши вә ташқатма йеқилғуниң\ әнәниви ениргийәниң орнини басидиған енергийәләрни тәнқид қилиши билән, хитай бу саһәдики асаслиқ тәминлигүчигә айланмақта. хитай йешил техникини бирләштүрүшкә керәклик болған әқлий електир тори (Smart Grids) қурулушида аллибурун мутәхәссискә айланған болуп, қуяш енергийә тахтиси, шамал турбиниси вә илғар батарейәләр билән тәминләштә дуняда алдинқи қатарда туриду.
африқини қолға кәлтүрүш: хитай америкиниң 2025-йили қолланған җаза тәдбирлиригә қарши үнүмлүк һәрикәт қилди. трамп җәнубий африқиға %30 таможна беҗи қоюшни қарар қилғанда , хитай әксичә африқидики 53 дөләтниң мәһсулатлириға баҗсиз кириш имтиязи бәрди. гәрчә африқа һөкүмәтлири хитайға хам әшя сетип тәйяр мәһсулат сетивелиштәк тәңпуңсиз сода мунасивитидин әндишә қилсиму, хитайниң иқтисадий вәдилири америкиниң чекиниши билән селиштурғанда африқиға техиму җәлп қиларлиқ туюлмақта. буниңдин башқа, ши җинпиң 2025-йили июнда африқидин киргүзүлидиған мәһсулатларниң беҗини бир тәрәплимә азайтишни елан қилди.
һиндистанни қизиқтуруш: һиндистан гәрчә тарихтин бери хитай билән зидийти болсиму, шундақла трампниң биринчи вәзипә өтәш муддити һәм байден һөкүмити мәзгилидә америкиға йеқинлашқан болсиму, америкиниң русийә нефитини сетивалғанлиқи үчүн һиндистанға йеңи җаза беҗи қоюши вәзийәтни өзгәртти. буниң нәтиҗисидә баш министир нарендра моди 2025-йили сентәбирдә ши җинпиң саһибханлиқ қилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнашти. лекин, хитай алимлириниң көрситишичә, модиниң бу йеқинлишишиниң чеки бар болуп, униң хитайға бериш сәпиридә японийәдә тохтап өтүши вә бейҗиңдики һәрбий паратқа қатнишишни рәт қилиши буниң испатидур.
иқтисадий ишәнчликлик
хитай трамп һакимийитиниң ениқсизлиқ истратигийәсигә тақабил турушни өгинивалди. 2025-йили өктәбирдики җәнубий корейәдә өткүзүлгән трамп-ши учришишида, хитай америкидин пурчақ вә илғар өзәк сетивелиш һәмдә америкиға аз учрайдиған металларни сетиш (бу әмәлийәттә хитайниң мәнпәәтигә уйғун сода) бәдилигә таможна беҗини төвәнлитишкә келишти. хитай трампни американиң заваллиққа йүзлинишниң аламити вә буни тизләштүргүчи амил дәп қарайду вә америкиға болған беқинишни азайтишни нишан қилиду.
2026-йили хитайниң иқтисадий дипломатийәсидики һалқилиқ иш — асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати (APEC) йиғиниға саһибханлиқ қилиштур. бу йиғин хитайниң йәршариви образини өзгәртип, америкидин кәлгән сода ениқсизлиқиға селиштурғанда, хитайни “әң ишәнчлик иқтисадий шерик” сүпитидә тикләйдиған пурсәт болиду. дуня иқтисадиниң үчтин икки қисмини игиләйдиған бу 21 дөләтлик тәшкилатқа хитай рәислик қилиду, бу арқилиқ бейҗиң күнтәртипни бәлгиләп, әза дөләтләрниң иқтисадини өзигә техиму чиң бағлашқа тиришиду.
хитайниң иқтисадий арзулири техиму кеңийип, парс қолтуқи дөләтлири, шветсарийә вә җәнубий корейә билән йеңи сода келишимлирини түзүшни нишан қилмақта.хитайниң 2026-йилдики техиму чоң арзуси болса — әслидә иқтисадий мәркәзни хитайдин йирақлаштурушни мәқсәт қилған тинч окян һалқиған һәмкарлиқ мунасивити (TPP) гә әза болуштур. бу һәмкарлиқини әйни вақтида обама хитайни чәкләш вә америкиниң күчини ашуруш үчүн қурған, әмма трамп вәзипигә олтурғандин кийнла бу һәмкарлиқтин чикинип чиқип кәтти. гәрчә японийә вә австралийә йеқинқи йиллардики хитайниң иқтисадий бесими сәвәбидин хитайниң бу һәмкарлиққа әза болушиға соғуқ муамилидә болсиму, йәршари сода тосуқлириниң көпийиши уларниң ирадисини бошитиши мумкин.
содидин башқа, ши җинпиң “аҗизлишиватқан ғәрб қаидә-түзүмлири ” ниң орниға хитай башчилиқидики йеңи йәршариви қаидә-түзүмләрни турғузуш тәмәсидә болиду. бу өзгиришниң аламәтлири пул-муамилә, сүний әқил (AI), килимат вә аләм бошлуқи қатарлиқ саһәләрдә йеңи қаидиләрни түзүшни мәқсәт қилған “йәршариви идарә қилиш тәшәббуси” ниң йолға қоюлушида көрүлмәктә. буниң ичидә юқири техникилиқ ясимичилиқта ишлитилидиған надир металлар үчүн дуняви мәҗбурий иҗазәтнамә түзүмини йолға қоюш тәклипиму бар.
диққәт қилишқа әрзийдиған йәнә бир нуқта болса, хитайниң дөләт идарә қилиш сәнитидики маһирлиқи кишини асанла қаймуқтуруп қойиду. һалбуки, ши җинпиң дәвридә тәкәббурлуқ сәвәбидин келип чиққан нурғун хаталиқлар йүз бәрди. мәсилән, хитайниң иғвагәрчи характеридики ‹бөрә дипломатийәси” (wolf warrior diplomacy) әксичә үнүм бәрди. униң “ортақ бейиш” намида капитализмға қарши елип барған һәрикити карханичиларни вәйран қилди. “вирусни нөлгә чүшүрүш” сияситиму һәддидин зиядә узун давамлашти. бундақ әһвалларниң немә үчүн йүз беридиғанлиқи ениқ болмисиму, пәрәз шуки, мустәбит түзүм астида йүрики алдириған әмәлдарлар ши ниң хата яки мүҗмәл идийәлиригә қарши пикир берәлмәйду; әксичә, улар бу сиясәтләрни һәддидин зиядә ашуруп иҗра қилиду.
15–бәш йиллиқ пилан вә иқтисадий қаршилиқлар
2026-йили мартта елан қилинидиған хитай компартийәсиниң 15-бәш йиллиқ пилани һөкүмәтниң 2030-йилғичә болған сияситини бәлгиләштә һәл қилғуч рол ойнайду. гәрчә иқтисад 2025-йили тәхминән %5 ашқан , ақсап қелиш еһтимали йоқ дәп қаралсиму, 2026-йили пул пахаллиқиниң һәддидин зиядә төвәнлиши (deflation), өй-мүлүк кризиси вә истемалниң аҗизлишишиға дуч кәлгәчкә, ешиш сүрити астилиши мумкин.
15-бәш йиллиқ пиланниң асаслиқ нуқтиси чәтәлниң болупму ғәрб, япунийә, корийә вә тәйвәнниң техникилиқ “боюнтуруқи” ни бузуп ташлаш болиду. хитай йәнила йерим өткүзгүч, авиятсийә маторлири вә санаәт машина адәмлири қатарлиқ һалқилиқ запчасларда чәтәл техникисиға тайиниду. америкиниң йиллардин буянқи илғар өзәк експорт чәклимиси бу аҗизлиқни техиму рошәнләштүрди. буниңға тақабил туруш үчүн, пиланда техникида өзигә тайиниш күчәйтилип, санаәт тәтқиқат хираҗити, университет илим-пән фонди вә сүний әқилни маарипқа бирләштүрүш қатарлиқ саһәләрдә юқири нишанлар бәлгилиниши мумкин. 2025-йили йәрлик өзәк ширкәтлири вә AI карханилириниң гүллиниши бу һәрикәтниң дәсләпки утуқлирини намаян қилған. буниңдин башқа, хитай содисиниң йүән (доллар әмәс) билән һесаблинидиған нисбити 2025-йили %30 кә йетип дуняви тәсир характирлик нәтиҗә яратқан, нефит записиму рекорт яритип 1 милярд 200 милйон туңға йәткән.
2026-йилдики чоң иқтисадий мәсилә парчә сетиш миқдариниң муқимлиқидур. 2025-йили хитай машина вә аилә електир сайманлирини “конисини йеңисиға алмаштуруш” сияситини кеңәйтип, ясимичилиқ вә истемални тәңла җанландурушқа урунди. аилиләр янфон, тоңлатқу вә һәтта “әқлий” һаҗәтхана қатарлиқ йеңи истемал буюмлирини сетивелиш үчүн 2000 йүән (280 доллар) ғичә ярдәм пули алди, бу сетилиш миқдариниң зор дәриҗидә ешишиға түрткә болди.
хитайниң әнсирәйдиған йери шуки, бу истималниң көпинчиси 2026-йили қилинидиған истемалниң алдин ишлитилиши болуп, нәтиҗидә истемал “қайтурма зәрбә” (Payback) гә учрап, парчә сетиш миқдари ярдәм пули берилиштин бурунқи сәвийәдинму төвәнләп кетиши мумкин. әгәр ички истемал аҗизлиса, хитай ширкәтлири бошлуқни толдуруш үчүн чәтәл базарлириға йүзлинишкә мәҗбур болиду. бу йәршари сода җиддийликини техиму еғирлаштуруветиду. америка билән болған сода уруши давамлишиватқан вә юқири таможна беҗи зиян йәткүзүватқан болсиму, хитай өз маллири үчүн йеңи базарларни тепишта мувәппәқийәт қазанди. һөкүмәтниң қошумчә малийә қозғитиш тәдбирлири арқилиқ експорт зәрбисини йениклитиши мөлчәрләнмәктә. шуңа сода уруши хитайниң иқтисади ешиш нишанға зәрбә берәлиши натайин.
сода иқтидари вә өй-мүлүк базири
хитайдики санаәт ишләпчиқириш иқтидариниң ешип кетиши нәтиҗисидә келип чиққан експорт долқуни ғәрбтә қоруқчилиқ вәһимисини қозғиши мумкин. 2025-йилиниң дәсләпки тоққуз ейида хитайниң дуняниң башқа җайлириға қилинған експорт %11 ашқан. 2025-йилиниң ахириға кәлгәндә, германийәниң хитай билән болған сода қизил рәқими 100 милярд долларға йеқинлашқан. буниңға әгишип хитай ширкәтлири тез кеңәймәктә. хитайниң машина саһәсидики авангарт маркиси BYD , 2026-йилиниң ахириғичә явропада 2000 сетиш дукини ечишни пиланлимақта.
2021-йилдин бери кесәл һаләттә кетип барған хитай өй-мүлүк базири, һөкүмәтниң кәскин қутқузуш үмиди әмәлгә ашмиғачқа, базар күчлириниң аста тәңшилишигә тайиниду. бу һәқтә муқимлишишниң дәсләпки аламәтлири көрүлүшкә башлиған: киримниң ешиши вә баһаниң чүшүшигә әгишип, хитайдики өйләр әрзанлиған. 2021-йили оттуричә аилә кириминиң 7.6 һәссисигә тоғра келидиған типик 100 квадрат метирлиқ өй, 2025-йилиниң оттурилириға кәлгәндә 6.3 һәссигә чүшкән. мутәхәссисләр иҗаридә туруштин зериккән яки чоңрақ өй елишни күтүп турған кишиләрниң түрткисидә, базарниң 2026-йили әң төвән нуқтиға чүшүп андин җанлинишини мөлчәрлимәктә.
техникилиқ үстүнлүк: сүний әқил+ (AI+) тәшәббуси
хитай рәһбәрлики техникини империйәләрниң гүллиниши вә хараблишишини бәлгиләйдиған амил дәп қарайду вә санаәт инқилабидики техника өзгиришидә арқида қалған “йүз йиллиқ харлиқ” (1850-йиллардин 1949-йилғичә) дәврини есидин чиқармайду. 2026-йили америка сүний әқил сияситини “адәттики сүний әқил” (AGI) мусабиқисигә мәркәзләштүргән бир пәйттә, хитай пәрқлиқ бир мусабиқини, йәни мәвҗут сүний әқил моделлирини санаәт вә истемалчиларға тез сүрәттә омумлаштурушни қоғлишиду.
сүний әқил истратегийәси 15-бәш йиллиқ пиланда рәсмийләштүрүлгән болуп, кәлгүси он йилда үч басқучта йолға қоюлиду:
1-басқуч (2027-йилғичә): тәтқиқат, санаәт ишләпчиқириш, истемал мәһсулатлири, сәһийә вә маарип, рәқәмлик һөкүмәт вә техника експорти қатарлиқ алтә муһим саһәдә сүний әқилни кәң көләмдә ишлитиш.
2-басқуч (2030-йилғичә): сүний әқилниң ток яки интернеттәк кәң тарқилиши вә өзгәртиш күчигә игә болуши, иқтисадий ешишниң асаслиқ һәрикәтләндүргүч күчигә айлиниши.
3-басқуч (2035-йилғичә): хитайниң “әқлий иқтидарлиқ җәмийәт” кә айлиниши; худди интернетқа охшаш, сүний әқилниң инсанларниң өз-ара мунасивити вә мәдәнийитини қайта шәкилләндүрүши.
2026-йилдики муһим вәзипә “сүний әқил+” (AI+) дәп аталған болуп, машина әқлий иқтидарини пүтүн иқтисадқа тарқитиш вә мәвҗут хизмәт җәрянлириға сүний әқил қошушни мәркәз қилиду. бу 2010-йиллардики “интернет+” һәрикитиниң тез сүритигә тәқлид қилинған.
бу истратегийә хитайниң тәбиий әвзәлликини җари қилдуриду: хитайда қоллинишчан программиларни кеңәйтишкә мас келидиған чоң рәқәмлик иқтисад вә техникиға қизиқидиған нопус бар. истастика қилинишичә , хитайлар башқа һәрқандақ дөләттики хәлқләргә қариғанда сүний әқил ишлитишкә техиму һаяҗан билән қиззиқидикән. униң үстигә, америкиниң илғар AI өзәклирини експорт қилишни чәклиши, хитай тәҗрибиханилирини кичикрәк, техиму үнүмлүк моделларни ясашқа мәҗбур қилған болуп бу моделларниң тәннәрхи әрзан вә енергийә сәрпияти төвән икән.
муһит мәсилиси вә нопус кризиси
15-бәш йиллиқ пилан йәнә хитайниң әң чоңқур ички хирисиға, йәни муһит вә шиддәт билән азийиватқан туғут нисбитигә тақабил туршни өз ичигә алған. муһит җәһәттә, хитай карбон қоюп бериш миқдарини давамлиқ төвәнлитишкә қарап йүзләнмәктә. хитай буҗәһәттә өзи пилан қилғандинму тиз тәрәққий қилмақта. мәсилән хитай 2020-йили бәлгиләнгән 2030-йилғичә 1200 гигават шамал вә қуяш енергийәси орнитиш нишани алтә йил бурун, йәни 2024-йили әмәлгә ашурған. хитай бу йүзлинишни сақлаш үчүн, асаслиқ пакиз енергийә түрлири вә хитайниң електир ториға зор мәбләғ салидикән.
хитайниң пиланда оттуриға қоюлған әң қийин хирис — дөләтниң нопус җәһәттики һаңға ғулишидур. хитайниң омумий нопуси уда үч йил азайған. һазир һәр бир аялға тоғра келидиған оттуричә туғут сани 1.1 гә чүшүп қалди, бу муқим нопус үчүн керәклик болған 2.1 лик нисбәттин хелила төвән.
хитай таратқулири 15-бәш йиллиқ пилан хитайни “һәқиқий аилигә мас җәмийәт” кә айландуралайдиғанлиқиға үмидварлиқ билән қаримақта. мумкин болған истратегийәләр ярдәм пулини көпәйтиш (хитайлар һазир үч яштин төвән һәр бир бала үчүн йилиға 3600 йүән яки 500 доллар алидикән) вә йәсли орунлирини зор дәриҗидә көпәйтишни өз ичигә алиду. рәһбәрләр 2030-йили пилан ахирлашқанда нопус “бәк азийип кәтмисә”, шуни мувәппәқийәт дәп һесаблиши мумкин.
.
район характирлик җиддийлик
хитайниң дөләт күчиниң ешиши билән иғвагәрчи позитсийәгә өтүши тәйвәнгә қарита һәддидин ашқан бихәтәрлик хәвпини пәйда қилиду. америка истихбаратиниң қаришичә, ши җинпиң хитай хәлқ азадлиқ армийәсгә компартийәниң келәр нөвәтлик қурултийи өткүзүлидиған 2027-йилиғичә тәйвәнгә бесип кириш иқтидарини һазирлашни буйруған.
2026-йили үчүн әң еһтималлиқи юқири синарийә — кәң көләмлик уруш әмәс, бәлки тәйвәнгә қарита 2022-йилидин бери қоллинип келиватқан сиясий, иқтисадий вә һәрбий бесимни ” канайдин буғуш” шәклидә тәдриҗий ашуруш.
2025-йили хитай хәлқ азадлиқ армийәси тәйвән боғузида һәқиқий оқ ишлитип манивир өткүзди вә тәйвән билән хитай оттурсидики ғәйри рәсмй чигра сизиқидин һалқиған айропилан вә парахотларниң сани рекорт яратти. бу бир “йеңи нормаллиқ” вәзийтини шәкилләндүрди, йәни хитай манивирдин һәқиқий қамал қилишқа илгирикигә қариғанда қисқа вақит ичидә өтәләйду.
2026-йили йүз бериш ичтималлиқи болған паракәндичилик селиш тактикилири төвәндикиләрни өз ичигә алиду:
тәйвән арили үстигә учқучисиз айропилан вә сирттики аралларға һаварайи шарлирини әвәтиш.
хитайниң авияматка гуруппилириниң арал әтрапи вә шәрқидики һәрикитини көпәйтииш, вә бу арқилиқ хәлқи арисида вәһимә пәйда қилиш вә тәйвән һава армийәсини һалсиритиш.
тәйвәнниң алақә системисини йошурун қалаймиқанлаштуруш (2023-йилдин бери су асти кабеллири 11 қетим сирлиқ һалда бузулуп қалған )
ши җинпиңниң бәзи мәслиһәтчилири 2026-йилиниң тәйвәнгә қарита иғвагәрчилик түсини алған “күлрәң район һәрикити ” (Grey-zone campaign) елип бериш үчүн әң яхши пәйт икәнликини оттуриға қоюши мумкин. һазир тәйвәнликләр хитай билән болған мәсилидә қутуплишишқа башлиған, трамп болса тәйвәнни мудапиә қилиш ишлириға бәк пәрва қилип кәтмәйду. униң үстигә хитай америкиниң таможна беҗи тәһдитини нәччә йил беишдин өткүзди вә унчә чоң тәһдид елип келәлмәйдиғанлиқини билип йәтти. йәнә келип хитай йәнә тәхминән 70 дөләтниң “барлиқ” васитиләр билән тәйвәнни хитай билән бирликкә келишни қоллайдиғанлиқини дәва қилмақта.
җәнубий вә шәрқий деңиздики хәтәрлик оюн
хитайниң хәтәрлик оюни башқа деңиз чегралиридиму давамлишиши мумкин. җәнубий деңиздики хәвп 2025-йили авғустта хитай деңиз қирғиқи муһапизәт парахотиниң сикарборо арили (Scarborough Shoal) әтрапида филиппин парахоти билән болған тиркишиш җәрянида хитай деңиз армийәсиниң уруш парахоти билән соқулуп кетишидә рошән намаян болди. 2026-йили шәрқий җәнубий асия әллири иттипақи (ASEAN) ға рәислик қилидиған филиппин, бу пурсәттин пайдилинип хитайға дипломатик бесим ишлитип, җәнубий деңиз һәрикәт қаидисигә қошулушқа дәвәт қилишни пиланлимақта. филиппин йәнә америкидин техиму көп ярдәм тәләп қилиш арқилиқ тосуш күчини ашуруши мумкин
техиму шималда, шәрқий деңиздики японийә контроллуқидики сенкаку араллири әтрапида кризис партлиши мумкин. 2025-йили хитай деңиз қирғиқи муһапизәт әтрити бу аралларниң деңиз тәвәликидә 92 саәт туруп рекорт яратти. мутәхәссисләр 2026-йили хитайниң мәңгүлүк деңиз армийәси базиси қуруши яки байлиқ ечишни кеңәйтишидин (2025-йили қурған икки йеңи нефит вә тәбиий газ суписиға қошумчә қилип) әндишә қилмақта. хитайниң қошнилириниң дәрһал әнсирәйдиғини туюқсиз партлиған зораванлиқ әмәс, бәлки хитайниң деңиз армийәсини кеңәйтиши вә тәйвән иқтисадини боғуши арқилиқ елип бериватқан аста, муқим “тәдриҗий һөкүмранлиқ” җәрянидур
хуласә
2026-йилда хитай юқири техникида тәрәққий қилишқа зеһнини мәркәзләштүрүп, трамп һөкүмити яратқан сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдә қалаймиқанлишиватқан дуняви вәзийәттә мувәппәқийәтлик һалда һәрикәт қилишқа тиришиду. хитайда иқтисад астилисиму, муқимлиқ бузғунчилиққа учиримайду. гео-политика җәһәттә, хитай трамп һөкүмитиниң ” дуня ишлиридин қолини тартиш ” сиясити кәлтүрүп чиқарған давалғушлардин пайдилинип өзини америкиниң орниға дәссәткили болидиған ишәнчлик иқтисадий күч икәнликини мустәһкәмләшкә мәркәзлишиду вә трампни бу җәһәттә алтун пурсәт дәп билиду.
йәнә бир тәрәптин хитайниң һәддидин ешиш вә тәкәббурлуқ қилиш хәвпи зор. әгәр хитай таҗавузчилиқ нийтини күчәйтип һәддидин ашса, дуня базарлирини артуқчә експорт билән бесивелишқа башлиса, тәйвән билән тоқунушни һәрқандақ шәкилдә һәддидин ашурвәтсә, яки хитай базарға селип келиватқан әмма димкратик әлләрдики һөкүмәт вә хәлиқләр қайил болмайдиған хитайчә йеңи дуняви қаидә- пиринсипларни мәҗбурлаш характиридә таңса,қолға кәлтүргән утуқлирини йоққа чиқириш хәвпигә дуч келиду.
әмма хитай таҗавузчилиқ билән һәддидин ешиш тәмәсигә қарши туралиса, 2026-йилиниң ахирида, америка башчилиқидики тәртип өз-өзини вәйран қиливатқан бир пәйттә, хитай техника-санаәт үстүнлүки вә “универсал бихәтәрлик” билән тәминләйдиған “реалист” (Realist) хәлқара тәртип орнитиш нишанида көрүнәрлик илгириләп, өзиниң муһим вә әвзәл дөләт икәнликини мустәһкәмлигән һалда йилни ахирлаштуриду. йәни хитай трамп һөкүмити яратқан тәһдидкар хәлқара муһитта тинчлиқпәрәр, мәсулийәтчан, дуня иқтисади үчүн муһим тәминлигүчи дөләтлик ролини ойнаш арқилиқ американиң дуняви лидирлиқ орниға зор дәриҗидә хирис шәкилләндүрүп дуня дөләтлиригә өзини 2- таллаш қилип сунушта зор илгирләшни қолға кәлтүрүши мумкин.
пайдиланған мәнбәләр:
- Connelly, A. (2025, November 12). Trust us, not America, China tells Asia. The Economist
- Cox, S. (2025, November 12). The Chinese economy will slow in the year ahead. The Economist
- Crossley, G. (2025, November 12). China’s next five-year plan will be green, fertile and high-tech. The Economist
- Duncan, C. (2025, November 12). China will run a different AI race in the coming year. The Economist
- Foulis, P. (2025, November 12). The World Ahead: China in 2026. The Economist
- Joshi, S. (2025, November 12). There are many ways, short of actual invasion, that China can harass Taiwan. The Economist
- Rennie, D. (2025, November 12). American isolationism is a golden opportunity for China. The Economist
