мәвлан тәңриқут
2025-12-04
рәсимниң мәнбәси: SCMP
гәрчә исраилийәниң иран вә ғәззәгә қаратқан икки чоң уруши вақитлиқ тохтиған яки “суслашқан” болсиму, бу тоқунушлар маһийәттә ахирлашқини йоқ. исраилийә армийәсиниң һәрбий һәрикәтлири иранниң район характерлик вакаләтчи қораллиқ тори вә тәсир даирисини вәйран қилди һәмдә сүрийәдики әсәд һакимийитиниң ғулишиға сәвәб болди. бирақ, тоқунуш, идарә қилиш вә районлуқ иттипақлиққа мунасивәтлик негизлик мәсилиләр йәнила һәл болмиди.
сүрийәниң йеңи рәһбири әһмәд шәра ички муқимсизлиқ йеңи һакимийитигә зәрбә бериштин бурун әһмийәтлик өзгириш ясаш үчүн вақит билән доилға чүшмәктә. шуниң билән бир вақитта, ғәззә бөлүнгән вә мәңгүлүк лагерға айлинип қелиштин қутулуш үчүн мәвҗутлуқ киризисиға дуч кәлмәктә.трамп рәһбәрликидики америкиниң роли, йеңи тоқунуш хәвпи билән район характерлик нормаллишиш вәдиси оттурисидики назук тәңпуңлуқни сақлашта һәл қилғуч амил болуш ролини давамлаштуриду. әмма американиң өткән икки йиллиқ урушларда қәтий һалда исраилийә тәрәптә туруши оттура шәрқ дөләтлирини бихәтәрлик җәһәттә америкиғила тайинип қелиштин барғансери әнсирәйдиған һалға чүшүрүп қоймақта. буниң түрткисидә, бу дөләтләр кәлгүсидә хитайни мәркәз қилған башқа йәршариви күчләр билән болған мунасивәтни күчәйтиш арқилиқ өзлирини күтүлмигән хәвптин қоғдаш истратигийсини паал иҗра қилиду.
американиң дуняниң ишлиридин өзини чәткә елиши вә яврупаниң ярдәмләрни қисқартип бәкрәк өзлириниң ичики сиясәтлиригә мәркәзлишиши билән африқида хитай үчүн чоң пурсәт яритилмақта вә хитайниң бу илгирлиши давам қилиду. япунийә қатарлиқ башқа асия дөләтлириму афириқидики актип актийорларға айлинду.
исраилийә
2026- йилида , әгәр 2025-йили трамп тәрипидин иран вә һамас билән имзаланған икки уруш тохтитиш келишимигә давамлиқ әмәл қилинса, исраилийә ахирқи һесабта өзиниң ички ишлирини бир тәрәп қилишқа мәркәзлишиду. бирақ,бундақ бир һаләтниң шәкиллиниши ениқ әмәс.
исраилийә омумий сайламға қарап маңмақта вә узундин буян баш министирлиқ вәзиписини өтәватқан нетаняһу еғир бесим астида турмақта; чүнки у рәһбәрлик қиливатқан ашқун оңчиллар вә диндарлар иттипақи рай синаш нәтиҗилиридә көрүнәрлик дәриҗидә арқида икәнлики көрүлмәктә. әмма нетаняһуниң қолида бир козури бар: у баш министир болуш сүпити билән, исраилийәниң бихәтәрликини баһанә қилип өзигә қаритилиған тәнқидиләрни рәт қилишни вә бу арқилиқ хәлқини қайил қилишқа уриниду. шундақтиму нурғун исраилийәликләр, нетаняһуни ғәззә урушини қәстән узартти вә таки трамп мәҗбурлиғичә болған арилиқта уруш тохтитиш келишимлиригә қарши турди вә буни пәқәтла сайлам сандуқидики мәғлубийәттин қечиш үчүн қилди дәп қарайду.
нетаняһу һазир америка тәрипидин зорланған чоң бир сиясий чигиш (диләмма) ичидә қалди. у бир тәрәптин өзини ғәззә вә иран урушлирини ахирлаштурғанлиқидин пәхирлинидиған, шундақла исраилийәниң қайта уруш қилишини халимайдиған трампниң йеқин һәмкарлашқучиси қилип көрситишкә мәҗбур; йәнә бир тәрәптин болса, исраилийә хәлқигә урушниң вақитлиқ болсиму ахирлашқанлиқини җакарлаш. әмма урушни тохтатқанлиқ у вәдә қилған “мукәммәл ғәлибә”гә еришәлмигәнликини тән алғанлиқ билән баравәр.
шуңлашқа, 2026-йили исраилийә җәмийитиниң бирлики вә иттипақлиқи, қутуплашқан икки гурупқа бөлүнгән сайлам риқабити билән синилидиған йил болуши мумкин. нетаняһуниң йеши (76 яш) ни нәзәрдә тутқанда, бу униң ахирқи сиясий җеңи болуп қелиши мумкин. әгәр исраилийәликләр уни алмаштурушни қарар қилса, бу уларниң сиясий түзүлмигә болған ишәнчисини вә миллий иттипақлиқ туйғусини қайта тикләшкә башлайдиған бир йил болуп қелиши мумкин.
район характерлик нуқтидин алғанда, исраилийә зиддийәтлик рол ойнайду. у бир тәрәптин трампниң районни өзгәртиш тәсәввурини қоллисиму, йәнә бир тәрәптин сайламда ким утушидин қәтийнәзәр пәләстинликләргә йол қоюшни халимайдиғанлиқи үчүн, исраилийәниң өзи раюнлуқ “қатмаллиқ” ниң сәвәбчисигә айлинип қалиду. исраилийә яқтурулмайдиған һегемон \ һөкүмран (Hegemon) болуп қалиду,вә бу һаләт районлуқ бирлишиш вә инақлиқ арзусиниң йәниму кәйнигә сүрүлишидин дерәк бериду.
пәләстин вә ғәззә
өткән икки йиллиқ қанлиқ уруш вә вәйранчилиқларға қаримай, хамас йәнила ғәззә районидики әң күчлүк тәрәп болуп қелвәрди. уруш тохтиған болсиму, лекин ахирлашқини йоқ. хамасни йоқитиш үчүн, трамп тинчлиқ пиланида көрситилгәндәк, әстайидил бир тинчлиқ сақлаш қошуни ишәнчлик бир қоралсизландуруш җәрянини елип бериши керәк.
ғәззәниң 2026-йилдики мәнзириси интайин мүҗимәл вә җуғрапийә җәһәттин парчиланған һаләттә болиду. исраилийә трамп пилани бойичә ғәззәдин қисмән чекинишни тамамлиған һаман, ғәззәни иккигә бөлүшкә башлиди. исраилийә инженерлири йоған сериқ тосуқлар арқилиқ йеңи бир “сериқ сизиқ” сизип чиқти, бу кәлгүсидә бетон тамға айлиниши мумкин.
бу бөлүнүш, исраилийә ишғал кәңри райониниң ичидә әтрапи исраилийә елиминтлири тәрипидин қоршалған кичик бир “йетим район” ни шәкилләндүриду. исраилийәниң толуқ чекиниши хамасниң қоралсизлиниши вә хәлқаралиқ муқимлиқ сақлаш қисимлириниң өткүзүвелишиға бағлиқ болуп, һәр иккисиниң әмәлийлишиши ениқ әмәс; бу бөлүнүшниң муддәтсиз шәкилдә давамлишидиғанлиқидин дерәк бериду.
ғәззәдә сиясий вә инсанпәрвәрлик вәзийити интайин еғир:
ички”йетим район” (ғәрбий ғәззә): бу район 2 милйон ғәззә муһаҗирини өз ичигә алидиған болуп, улар йәнила хамасниң контроллуқида вә барғансери азийиватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ярдимигә тайинип лагерларда яшайду. хамас башқурушидики бу раюнға қатарниң иқтисадий ярдәм бериши күтүлмәктә.
әтрап”йетим райони”(шәрқий ғәззә): исраилийә бу районни “йеңилиниш үлгиси” дәп қарайду вә рафаһта таможнисиз сода райони һәмдә йеңи порт қурушни пиланлимақта. ғәрбий ғәззә чирип кетиватқан бир пәйттә, исраилийә бу районға мәбләғ селишқа йетәкчилик қилиду, мәбләғни исраилийәниң исламчиларға қарши һәмраһи дәп қарилидиған әрәб бирләшмә хәлипилики тәминләйду вә қурулушни мисир ширкәтлири иҗра қилиду.
һакимийәтму иккигә бөлүниду. трампниң “тинчлиқ кеңиши” (Board of Peace) исраилийәниң қайта қуруш җәрянини назарәт қилиши мумкин. пәләстин тәрәптә, пәләстин һакимийити (PA) мәһмуд аббас 2026-йили өктәбирдә сайлам өткүзүшкә вәдә бәрди. исраилийә пәләстинниң әң алқишқа еришкән рәһбири марван барғути (Marwan Barghouti) ни қоюп берип, уни хамас раюниға сүргүн қилиши мумкин. барғути сайламда хамасни йеңәләйдиған бирдинбир шәхс дәп қаралмақта. бундақ бир сайлам ғәлибиси ғәззә вә ғәрбий қирғақта һакимийәтниң өткүзүп берилишигә, қоралсизландурушниң башлинишиға вә қайта қурушниң ахири йолға қоюлушиға түрткә болуши мумкин. һалـбуки, һәтта хамас мәғлуп болуп қайта қуруш башланған тәқдирдиму, исраилийәниң ғәрбий қирғақни тәдриҗий ютувелиши давамлишиду.
нурмал вәзийәтниң әслигә келишидики шәртләр хамасниң қоралсизлиниши , әрәб әллириниң тинчлиқ сақлаш қисмлири әвәтиши вә исраилийәниң урушниң һәқиқий түгигәнликигә капаләтлик қилиши қатарлиқлар амиллардур. бу шәртләрниң орунлиниши натайин болғачқа, нурмаллишишниң аста болуши мөлчәрләнмәктә. әгәр шундақ болса, ғәззидики 2 милйон аһалиниң бәзилири қечишқа урунуши мумкин, бу исраилийә билән мисир мунасивитини җиддийләштүрүветиду вә исраилийәгә урушни қайта башлаш үчүн баһанә болуп бериши мумкин.
сүрийә
әсәд һакимийити йиқилғандин кейин, йеңи рәһбәр әһмәд шәра дөләтни назук бир һаләттә тизгинләп турмақта. шәра дипломатийәдә мувәппәқийәт қазанди, униң манхаттандики қол елишип көрүшүшлири кона һакимийәт қалдуруп кәткән вәйранә харабилиқлар билән рошән селиштурма һасил қилди. у америка генераллири вә кеңәш палата әзалири тәрипидин сүрийәниң”кәлгүси” сүпитидә алқишланди.
шәра өзиниң сиясий мәблиғиниң көп қисмини хәлқара җазаларни бикар қилишқа тикти. вашингтондики қаттиқ қоллар позитсийәсини юмшатқанлиқтин, 2026-йилиниң бешида униң арзуси әмәлгә ешиши мумкин. хәлқара банкиларниң тәйяр туруватқанлиқи вә експорт келишимлириниң тәйярлиниватқанлиқи хәвәр қилинмақта. гәрчә сүрийәниң исраилийә билән толуқ мунасивәт орнитиши реаллиққа уйғун болмисиму, бәзи илгириләшләр болуши мумкин. сүрийә исраилийәниң өз земиниға бесип киришини чәкләш үчүн “тоқунушмаслиқ келишими” имзалиши мумкин.
дипломатийә саһәсидә мувәппәқийәтләр зор болсиму , хәлқара җәмийәт шәрадин “қол елишип көрүшүш” тин өтүп әмәлий өзгириш ясашни күтиду. 2024-йили декабирда әсәд йиқилип бир йилға йеқин вақит өткән болсиму, сүрийәдә қайтидин қурулған нәрсиләр аз. гәрчә ток тәминати яхшилинип, мәхпий сақчилар йоқалған вә кәм дегәндә 1 милйон сүрийәлик өйигә қайтқан болсиму, дөләт йәнила харабә һаләттә болуп, қайта қуруш интайин аста болмақта. дөләтниң әһвали шәраниң диққитини ички қисимға буруши керәкликини көрситип турмақта.
муқимсизлиқ күчийиватқан бир тәһдит. мәзһәп характерлик зораванлиқлар, җүмлидин марттики аләвийларға вә июлдики друзларға қилинған һуҗумлар аз санлиқ милләтләрниң йеңи рәһбәргә болған ишәнчисини вәйран қилди. униң үстигә, адәм тутуш вә өлтүрүш җинайәтлири җазасиз қелип, нурғун сүрийәликләрни йәнә бир қетим өйидин чиқиштин қорқидиған қилип қойди.
сүрийәниң сиясий кәлгүсиму әндишә қозғимақта. йеңи парламентниң демократийә вәдиллиригә қарита гуманларни қозғиди. әзалириниң үчтин бири шәра тәрипидин биваситә талланған, қалғанлириму у таллиған комитетлар тәрипидин “сайланған”. сиясий партийәләр йәнила чәкләнгән болғачқа, тәнқидчиләр бу органниң худди әсәд дәвридикигә охшашла бир “қорчақ” органға айлинип қелишидин вә шәраниң йеңи бир диктаторлуқ ( йәни бир адәм һакимийити) орнитишидин әндишә қилмақта. әгәр у сиясий, иқтисади вә иҗтимаий җәһәттин харабилиққа айланған сүрийәгә көрүнәрлик яхшилиниш елип кәлмисә, дәсләптә уни қоллиғанлар униңға қарши чиқиши мумкин.
иран вә қайта тоқунуш хәвпи
өткән икки йиллиқ урушлар иранниң районлуқ һөкүмранлиқини сундурушта һәл қилғуч характерлик рол ойниди, әмма нәтиҗә үзүл-кесил әмәс. иран һакимийити исраилийә вә америкиниң 12 күнлүк бомбардиманидин аман қалди. гәрчә июн ейидики урушта иранниң ядро вә баллистик башқурулидиған бомба программилири еғир зиянға учриған болсиму, уларни қайта тирилдүргили болиду. буниңдин башқа, хамас (аҗизлиған болсиму) вә ливандики һизбуллаһ қатарлиқ муһим вакаләтчиләр йәнила мәвҗут.
2026- йили иран оттура шәрқтики “қатмаллиқ”ниң асаслиқ мәнбәсигә вәкиллик қилиду. 86 яшлиқ айәтуллаһ әли хамәней йөнилишни өзгәртишкә амалсиздәк қилиду. у нәччә он йилни исраилийә билән “нә уруш, нә тинчлиқ” һалитидә туруш вә ядро қорали ясашниң гирвикидә тәңпуңлуқ сақлаш билән өткүзди; әмма униң тәңпуңлуқ оюни мәғлуп болди. чоң өзгириш бәлким униң орниға чиққан бири билән әмәлгә ешиши мумкин.
2026-йилидики нигизлик мәсилә: исраилийә билән иран йәнә бир қетим тоқунушамду? дегәндин ибарәт. иран америка билән келишим түзүш арқилиқ уруштин сақлинип қалалиши мумкин. лекин, хамәней трамп тәләп қилған йол қоюшларни бәҗа кәлтүрүшни халимайду, болупму гәрчә ядро программисидин (гәрчә вәйран болған болсиму) пүтүнләй ваз кәчмәйду.әгәр иккинчи қетимлиқ уруш партлиса, исраилийә бәлким иран һакимийитини ағдуруп ташлашқа урунуши мумкин. әгәр иран исраилийәни һакимийәт өзгәртишни нишан қилди дәп қариса, парс қолтуқниң у тәрипидики қошнилириға (әрәб әллиригә) һуҗум қилиши мумкин. бу трамп үчүн қийин бир вәзийәт яритиду: у я исраилийәниң һәрикитини чәклиши яки америкиниң әрәб иттипақдашлириниң муқимлиқини хәтәргә иттириши керәк.
исраилийә билән әрәб дөләтлириниң нурмаллишиш тиришчанлиқлири вә бихәтәрлик қайғулири
трампниң районға болған үмидвар тәсәввури иранниң келишим түзүшини, ғәззиниң қайта қурулушини вә “ибраһим келишими” (2020-йили исраилийә билән төт әрәб дөлити оттурисида түзүлгән нормаллишиш келишими) ниң кеңийишини өз ичигә алиду. 2026- йили, бу келишимләрни кеңәйтиштә һалқилиқ дипломатик тиришчанлиқлар йүз бериду. ливан, баһарда сайлам барлиқини нәзәрдә тутқанда, бу келишим имзалимаслиқи мумкин. әмма узундин буян чәкләнгән тинчлиқ шәртнамиси һәққидики муназириләр оттуриға чиқиши мумкин.
сәуди әрәбистан вәлиәһди муһәммәд бин салман һөкүмити бир йилдин көпрәк вақиттин буян ениқ бир мәйданда туруп кәлди: улар исраилийә пәләстинликләр билән һәқиқий тинчлиқ мусаписигә қошулмиғичә, исраилийәни етирап қилмайду. сәудилар илгири ибраһим келишимигә қошулуш арқилиқ америка билән рәсмий мудапиә келишимигә еришишни үмид қилғаниди. әмма 2026-йили улар бу келишимигә қошулмай турупму америка билән мудапиә келишими түзүши мумкин.
бу нормаллишиш тиришчанлиқи әрәб рәһбәрләр үчүн биарамлиққа толған бир йил болидиғанлиқидин дерәк бериду. улар иранниң нишаниға айлинип қелиштин әнсирәйду вә ғәззини қайта қуруш һәққини төләш йүкиниң өзлиригә чүшүп қелишидин қорқиду. униң үстигә, улар трампниң исраилийә билән болған мунасивәткә аит һәр қандақ ултиматумлиридин сақлинишни халайду. уларниң истратегийәси трампқа хушамәт қилиш вә пара беришни давамлаштуруш билән биргә, башқа дуняви чоң күчләр билән болған мунасивәтни күчәйтиш болиду. чүнки өткән икки йилдики әң биваситә вә узун муддәтлик өзгириши болса америкиниң исраилийәни қоллиши сәвәбидин, әрәб дөләтлириниң район муқимлиқи үчүн америкиға тайиништин бурунқи һәр қандақ вақиттикидинму бәкрәк әнсирәйдиған болуп қалғанлиқидур.
африқиниң шәрққә йүзлиниши
ғәрбниң өз ичидики мәсилләргә йүзлинишиниң нәтиҗисидә йәр шари миқясида гео-политик бурулуш йүз бәрмәктә. америка, әнглийә вә явропа иттипақиниң ярдәмләрни қисқартиши вә американиң “бикинмчилик” (Protectionism) сиясити кәлтүрүп чиқарған бу йәршариви вәзийәт, 2026-йили нурғун африқа дөләтлириниң көрүнәрлик һалда шәрққә қейишиға түрткә болиду.
америка “бикинмчилик” ни йолға қойиватқан бир пәйттә, хитай афириқидики ролини қайтидин бәлгиләш пурситини қолға кәлтүрди. хитай өзини африқилиқларниң мәнпәәтиниң йәршари сәһнисидики ишәнчлик қоғдиғучиси қилип көрсәтмәктә. америка таможна беҗини өстүргәндә, хитай африқа дөләтлириниң көпинчә импорт таможна беҗини кәчүрүм қилишқа вәдә бәрди. хитайниң африқиға қилған експорти 2025-йилиниң алдинқи йеримида %26 ешип 141 милярд долларға йәтти, чүнки америкида таможна тосиқиға учриған хитай завутлириниң әрзан таварлири үчүн африқа обдан херидар болди.
хитай ширкәтлири аллибурун нурғун африқа кәсиплирини өзгәртти. мәсилән, африқида сетилидиған әқлий иқтидарлиқ телефонларниң йеримиға йеқини шинҗиндики хитай тилифун ширкити “Transsion” тәрипидин ишләнгән. хитайниң қуяш енергийәси тахтилириниң (күнтахта) импорти 2025-йили июнғичә %60 ашти вә йәрлик електир истансилириға қариғанда әрзан вә ишәнчлик енергийә билән тәминлиди. хитай милярдерлири қурған “OPay” ға охшаш пул-муамилә техника ширкәтлири нигерийәдә башқа банка әплири ишлимәй қалғандиму нормал ишләп турди. униң үстигә, ғәрб мәһсулатлириға охшимайдиғини, хитай карханилири африқиниң намрат әмма нопуси көп базарлириға мас келидиған таварларни тәминләйду. әмма африқидики Jumia мулазимәт гороһиниң хоҗайини фирансис дуфай ейтқандәк: “ғәрбтә ишләпчиқирилған, африқа истемалчилириниң көп қисми сетивалалайдиған һечқандақ нәрсә йоқ.” нәтиҗидә, бәзи дөләтләрниң дәрсликигә хитай тили киргүзүлмәктә вә яшлар оқуш вә ишләш үчүн барғансери хитай вә малайсияға охшаш дөләтләрни таллимақта.
африқида тәсир күчини ашуруватқан ялғуз хитайла әмәс. японийә африқидики әң чоң ианичиләрниң бири болуп, техиму көп иқтисадий арилишишни тәләп қилмақта. парс қолтуқ дөләтлири ярдәм вә биваситә мәбләғ селишни көпәйтмәктә, сингапор ширкәтлири йеза игиликини өзгәртмәктә. җәнубий корейә телевизийә тиятирлири алқишқа еришмәктә . бу бурулушниң арқисида сиясий йеқинлиқму бар; африқидики мустәбит һөкүмранлар ғәрб демократлириға қариғанда асиядики “қәлибдашлири” билән техиму йеқинлиқ һес қилмақта. гәрчә хитайниң “бир бәлбағ бир йол” тәшәббуси рамкисдики иқтисади паалийәтлиридә йеңи мустәмликичиликниң пуриқи болсиму, африқа һазирчә хитайға шундақла шәрққә йүзлиништин пайдиға еришмәктә.
пайдилднған мәнбәләр:
Browne, G. (2025, November 12). Syria’s new leader needs to start delivering. The Economist. (Source Excerpt).
Carlstrom, G. (2025, November 12). The tensions between stasis and change in the Middle East will increase. The Economist. (Source Excerpt).
Ogunbiyi, O. (2025, November 12). As the West turns inward, Africa looks eastward to China. The Economist. (Source Excerpt).
Pelham, N. (2025, November 12). What now for the Palestinians? The Economist. (Source Excerpt).
Pfeffer, A. (2025, November 12). Israel’s focus will shift to domestic politics. The Economist. (Source Excerpt).
