трамп пирздент болғанда «бир күндила» тохтитидиғанлиқини дава қилған русийә-окраийна уруши тохташ бир йақта қалсун, техиму шиддәтлик түскә кирмәктә. бу уруш икки қетимлиқ дунйа урушдин (һәр бири 4 йил давамлашқан) ешип 5- йилиға қәдәм қойди вә 2026- йилидин башлап окраийнаниң дрон һоҗумини асас қилған уруш истратигийсиниң йолға қойулиши билән русийәниң илгирләш сүрити астилашқа башлиди.
дунйаниң 2-чоң һәрбий күчи болған русийә окраийнадин ибарәт һәрбий җәһәттә 20-қатарларда турдиған бир дөләтни 5 йилғичә бойсундурп болалмайватиду. әлвәттә буниңға қарита украийнаниң арқисда йаврупа вә америка бар дәп қарайдиғанлар болуши мумкин. әмма русийәниң кәйнидиму хитай, чавшийән вә иран бар. русийә йадро қорал ишлтиштин башқа барлиқ тактикиларни ишлтип бақти әмма күткән нәтҗә техи йүз бәрмиди. бу һәргиз русийәниң окраийнадин аҗиз орунға чүшүп қалғанлиқидин дирәк бәрмәйду. әгәр ундақ болған болса окраийна русийәдин шәрқтики бесвелинған өлкилирини вә қиримни қайтурвалған болатти. бу йәрдики русийәниң аҗизлиқи мәқсидигә йитәлмәсликтур.
ундақта русийәниң мәқсиди немә?
русийәниң асаслиқ нишани мәйли һәрбий җәһәттин бесивелиш йаки зимин қошувелиш, вә йаки кийевда росийәгә майил бир һөкүмәт қуруш арқилиқ болсун , йәнила украинани росийәниң тәсир даирисидики дөләткә айландуруштур. бу арқилиқ натониң ишәнчликликигә зәрбә бериш, натониң шәрққә кеңийишини тосуш, йавропа иттипақини аҗизлитиш вә росийәниң шәрқий йавропадики тәсир даирисини кеңәйтишни нишан қиливатиду, дәп қарашқа болиду. русийә һазирқи әһвалда бу нишанидин хелила йирақ.
окраийнаниң мәқсиди болса русийәниң таҗавузчилиқини чикиндүрүш вә мумкин болса қиримни қайтурвелиш. нато вә йаврупа иттипақиға кириш униң иккинчи вә үчинчи нишанлиридур. украийнаму охшашла бу нишанидин йирақ. әмма русийәниң һоҗумлирини чикиндүрүш, сүритини астилтиш қатарлиқ җәһәтләрдә, мундақчә қилип ейтқанда русийәни өз мәқсидигә йәткүзмәсликтә мувапиқийәт қазанмақта.
путин вә окраийнани бесивелишни қоллайдиған сийасәтчиләрниң баһаниси украийнаниң бүйүк петро, александир III вә катерина қатарлиқ чар падишаһлар дәвридики росийәниң тарихий империйәсиниң бир қисми, тил, иқтисад, мәдәнийәт вә дин арқилиқ бир гәвдә болғанлиқидур. путин өзиниң «росийәликләр вә украиналиқларниң тарихий бирлики тоғрисида» намлиқ мақалисидә , росийәликләр вә украийналиқлар «бир хәлқ — йәккә пүтүнлүктур, дегән қарашни илгири сүргән. әмма бу уруш украийна кимликини күчәйтип, хәлқни росийәдин техиму йирақлаштурмақта.
окраийнаниң күчлүк дүшмәнгә қарши козури – дорнлар (учқучисиз айропилан)
русийә урушниң әң дәсләпки айлирида зор илгирләшни қолған кәлтүргән болсиму, иккинчи вә үчинчи йиллиридин башлап зор талапәткә учрашқа башлиди. окраийна русийәниң күчлүк танка вә башқурулдиған бомбилириға қарши америкиниң патрийот намлиқ һавадин мудапиәлиниш систимлириға охшаш қиммәт баһалиқ һәрбий әслиһәләр билән мудапиәләнди. әмма систимиларниң баһаси вә записиға чидаш қийн болди. бу қийнчилиқ окраийнани йеңи бир уруш истратигийсигә иттирди. у болсиму дронни , йәни учқучисз айрупланларни асас қилған әскири истратигийә. әмәлийәттә окраийнаниң баштила түркийә билән дрон һәмкарлиқи болуп байқар уруш дронлириға ширик иди. бу дронларниң окраийна болупму әрмәнистан-әзәрбәйҗан урушидики ипадиси окраийнаға йеңи әңгүштәрниң шәписини бәргән иди.
йәнә келип трамп кәлгәндин кийн йардәмни тохтитиши окраийнаға башқа бир чиқиш йоли издәштин башқа чарисиниу йоқлиқини көрсәтти вә дронға мәркәзлишиш әң ақланә истратигийә болуп оттуриға чиқти. чүнки дорнларниң тәннәрхи әрзан болуп адәттә 5 миң доллардин башлиниду. ишләпчиқириш өзидә болса бәлким буниңдинму әрзан болуши мумкин. шундақла дронни йрақтин контрол қилиду.бу урушта әскири чиқим болмаслиқни көрситиду. әмма һәммидин муһим болғини дорнларни тосушниң қийнлиқи. чүнки у сүрити аста вә төвән бошлуқта учиду. һазирқи мудапиә систимилири болса сүрити интайин тиз вә мәлум егизликтин йуқири учидиған бомбиларға қарши лаһийәләнгәнлики үчүн дронларни тосушта қийнчилиққа йолуқмақта. һәтта дронниң сүрити вә игизликигә мас бәзи йиңи техиникиларни сәплигән болсиму мувапиқийәтлик болуш нисбити төвән шундақла тәннәрх йуқири болуп кәлмәктә. чүнки бәрибир нәччә миң долларлиқ дронни нәччә 10 һәссә қиммәт бомба билән тосидиған гәп. йәнә келип дронларни башқуруш җисманий күч-қуввәт тәләп қилмайдиған болғачқа айалларниңму җәң мәйданида бир кишилик төһпә қошушиға йол ечип бәргән. һазир украина қораллиқ қисимлирида тәхминән 75,000 айал хизмәт қилиған болуп, уларниң аз бир қисми һәтта сәпниң алдинқи сепидики пийадә әскәр болуп җәң қилмақта.
украийна 2026-йили дрон вә башқурулидиған бомбиларни асас қилған һалда динипропетровск областидики олександиривка қатарлиқ районларда һуҗум һәрикәтлирини елип барди. униңдин башқа, росийәниң әшйа обороти вә тәминатини қалаймиқанлаштуруш вә вәйран қилиш үчүн бир йүрүш қисқа, оттура вә узун мусапилик зәрбә бериш һәрикәтлирини тәшкилләп, урушни зор дәриҗидә росийә земиниға елип кирди.
CSIS ниң анализиға асасланғанда, украийна росийәниң бир қанчә хил нишанлириға зәрбә бәргән:
- неفит пишшиқлап ишләш завутлири, помпа понкитлири, йеқилғу сақлаш әслиһәлири вә танкерлар қатарлиқ енергийә ул әслиһәлири
- башқурулидиған бомба вә дрон ишләпчиқириш әслиһәлири, микро електрон завутлири вә йерим өткүзгүч завутлири қатарлиқ санаәт базилири
- төмүр йол, таш йол, көврүк вә оқ-дора сақлаш искилатлири, шундақла һәрбий әшйа тошуйдиған машина вә йүк пойизлири қатарлиқ әшйа оборот нишанлири
- әскири қараргаһлар, қоманданлиқ вә контрол қилиш әслиһәлири, парахотлар, айропиланлар, радарлар, һава мудапиә системилири, дрон қойуп бериш орунлири вә електронлуқ җәң системилири қатарлиқ һәрбий базилар вә башқа һәрбий нишанлар
украийна сант петирбург вә москва қатарлиқ шәһәрләргә, шундақла кийевдин 6000 километирдин артуқ йирақлиқтики украийна һава базиси (бу русийәниң әң чоң истратигийлик узун мусапилик йадро уруш айрупланлири базиси) ға қаратқан узун мусапилик зәрбиләрни елип барди. украина йәнә курск, калуга, белгород вә башқа областлардики нишанларға оттура мусапилик (30-300 километир) зәрбә беришни тәшкиллиди. ахирида, украина қошунлири росийә чеграсиниң у тәрипидики вә украинаниң росийә контроллуқидики қирим қатарлиқ районлиридики миңлиған нишанларға қисқа мусапилик (30 километирдин төвән) зәрбә бәрди. бу зәрбиләр росийә үчүн мәшғулат қийинчилиқини кәлтүрүп чиқарди, буниң ичидә росийәниң енергийә пишшиқлап ишләш иқтидарини төвәнлитиш, бәзи районларда бензин қислиқини кәлтүрүп чиқириш, росийә деңиз армийәсини уруштин асасий җәһәттин чиқирип ташлаш, әшйа обороти вә тәминат линийәлирини қалаймиқанлаштуруш, росийә контроллуқидики қиримға зәрбә бериш вә бәзи санаәт ишләпчиқиришини хоритиш қатарлиқлар бар.
шундақтиму, бу зәрбиләр росийәни паләч қилип қоймиди йаки росийәниң уруш қилиш иқтидарини толуқ вәйран қиливитәлмиди. әмма окраийна бу йеңи истратигийәни тәрәққий қилдурғандин кийн окраийнада рус әскәрлириниң илгирлиши зор дәриҗидә астилиди һәтта окраийна русийә зиминға көп қетим һоҗумларни елип барди. мәслән өткән һәптә окраийна москва райониға 400 дин артуқ дрон билән һоҗум қилған. рус тәрәпниң дийшичә, москваға йеқинлашқанда 85 даниси йоқитилған. росийә мудапиә министирлики йәнә росийә районлири, қара деңиз вә азов деңизида 381 учқучисиз айропиланни тосувалғанлиқини илгири сүргән. лекин бу хәвәрниң растлиқи дәлилләнмигән. әмма ройтерс агентлиқи нәқил кәлтүргән йәрлик даириләрниң сөзигә қариғанда, москва районида аз дегәндә 10 адәм йариланған болуп, буларниң ичидә үч хитай пуқраси бар. даириләр бир туралғу бинаниң зәрбигә учриғанлиқини вә москвадики асаслиқ айродромларниң биригә йеқин бир санаәт бағчисида от кәткәнликини ейтқан.
украйна йәнә азов деңизида русийәниң йәнә 11 парахотиға зәрбә бәргәнликини, буниң билән тоққуз күн ичидә мәзкур деңиздики һуҗум саниниң 116 ға йәткәнликини билдүрди. бу азов деңизи русийәниң ашлиқни өз ичигә алған експорти үчүн интайин муһим бир йол һесаблиниду. русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украинаниң һәрикәтлирини “толуқ мәнидики террорлуқ” дәп атиди. русийә өз ашлиқини експорт қилиш үчүн башқа йолларни тепип чиқидиғанлиқини билдүрди.
әң әҗәллик зәрбә 7-айниң 18- күни русийәниң ситалинград шәһригә бирилгән болуп, 80 дин артуқ адәм йариланған вә сәккиз пуқра һайатидин айрилған. бу һоҗум росийәниң әң чоң тор парчә сетиш ширкити болған Wildberries ниң икки ғайәт зор искилатини нишан қилған болуп тәхминән 150 милйард рубли (1.9 милйард доллар) қиммитидики мал тавар көтүп күлгә айланған. төт күндин кейин украийна йәнә росийәниң ғәрбий җәнубидики йәнә икки искилатни бомбардиман қилған.
униңдин башқа, белгород, брйанск вә курскқа охшаш росийәниң украина билән чегралинидиған районлиридики шәһәр-базарлардин башқа, москва вә сант петирбург қатарлиқ росийәниң чоң шәһәрлириму украинаниң дронлири вә узун мусапилик башқурулидиған бомбилириниң һуҗумиға учримақта. қиримму украинаниң қаттиқ һуҗумиға учраватқан болуп, бу росийәни йазлиқ лагерлар вә саһилларни тақашқа мәҗбурлиған, йеқилғу тәминатиға дәхли йәткүзгән вә ток тохтап қелишни кәлтүрүп чиқарған.
окраийна һәтта урушни техиму киңәйтип иранниң һазар деңиз (каспий деңиз) дики кемисигә дрон һоҗуми қилди вә сәвәбини иранниң русийәгә қорал-йарақ тошиғанлиқи дәп көрсәтти. иран русийәгә тошидиму, йаки русийәдин иранға тошидиму, у тәрәп намәлум, әмма иранға рәсмий һоҗум қилиди. һазирқи иран-америка урушини нәзәргә алғинимизда бәлким иран русийәдин америкиға қарши ишләткили қорал тошуған болуши иһтималлиқи йуқири. чүнки окраийна байанатида иран-америка урушини тилға алған. зиелинский трамп билән йеқинлишиш вә америкиниң әскири вә дипломатийә йардимигә еришиш үчүн иранниң кемисигә һоҗум қилған вә бу арқилиқ «һичким бизгә йардәм қилмиди» дегән трампқа, «биз саңа йардәм қилдуқ, һәқиқий достуң бу йәрдә» дегән сигнални бәрмәкчи болған болуши мумкин.
әлвәттә русийәму қарап турмиған. кийевға кәң көләмлик бамба йағдурған вә аз дегәндә 10 адәмниң өлүшини вә 100 гә йеқин адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған. шундақла йәнә бесивелинған запорижййа райониға дәм елиш лагерлириға һоҗум қилип 11 кишини өлтүргән вә 16 сини йарландурған.
чоң җәһәттин, росийәниң һәрбий һәрикити суми области, шәрқий харкив области, шималий ғәрбий донетсик области, һәмдә запорижийа вә херсон областлириниң шималий қисимлириға мәркәзләшкән. росийә йәнә украинаниң пуқралар вә һәрбий нишанлириға дрон, баллистик башқурулидиған бомба, қанатлиқ бомба вә анда-санда аваздин тез башқурулидиған бомбилар билән қаттиқ һуҗум қилған. росийә украинаниң көрүнәрлик бир аҗизлиқидин, йәни PAC-3 башқурулидиған бомбисиға охшаш һава мудапиә бомбилириниң чәкликликидин пайдиланған. украийна һава армийәсиниң байанатчиси бу әһвални «бир варатар бар , туйуқсиз униңға қарап бирла вақитта 10 топ учуп келиду. у уларниң һәммисини тутувалалмайду. у пәқәт қол-пути йәткәнчә туталайду?» дегән шәкилдә ипадилигән. буниңдин башқа, росийә қошунлири електронлуқ җәң вә дрон җеңи қатарлиқ саһәләрдә давамлиқ йахшилиниш һасил қилип, украина қошунлириға мәшғулат вә тактика җәһәттә хирисларни елип кәлди.

- бу хәритә CSIS ниң доклатидин елинди
дрон истратигйсиниң инжинири
йуқирида тилға алғандәк, окраийна дорн истратгийсини рәсмий қоллиншқа башлиғандин кийн русийәниң қаттиқ башқурулидиған бомба һуҗумлириға учраватқан болсиму, украинаниң һәрбий истиқбали йахшиланмақта. барғансери мувәппәқийәт қазиниватқан дрон һоҗумлири русийәниң һәрқайси җайлирида бензин қислиқини кәлтүрүп чиқармақта һәмдә бесивелинған қиримға тутишидиған муһим тәминат линийилирини үзүп қоймақта. иқтисадшунас журнилиниң бу һәқтики хәвәригә қариғанда дрон истратигийсиниң баш лаһийлигүчиси мушу йилниң бешида тәйинләнгән, 35 йашлиқ дөләт мудапиә министири михайло миша فедоров. فедоров дрон сетивелишни 12 һәссидин 20 һәссигичә ашуруш үчүн ғайәт зор мәбләғни йөткигән. чүнки гәрчә трамп әнқәрә нато йиғинида окраийнаға қайтидин йардәм беришкә қошулған болсиму, дөләт мудапиә мәнбәлири дөләт ичидики америка билән бирлишип ишләпчиқирилидиған «патрийот» башқурулидиған бомба ишләпчиқириш вақтиниң унчә тиз болмайдиғанлиқини итрап қилған. әгәр бүгүн трамп имза қойуп «иш башлаңлар» дегән тәқдирдиму завут қурушқа бир нәччә йил кетидиғанлиқини билдүргән. мәсилән, германийәдики бир патрийот башқурулидиған бомба завути ишқа кириштүрүлүп икки йилдин кейинму техи бирәр нәрсә ишләпчиқралмиған. бундақ әһвалда йәнила әң тиз җанға әсқатидиған истратигийә дронларға тайиниш болуп көрүнмәктә.
әмма михайло миша فедоров өзини қабилийәтсиз дәп қарайдиған муһаفзикар генералларниң күчлүк қаршилиқиға дуч кәлгән. уларниң қаришичә йәнила әнәниви уруш қилиш усули җанға әсқатиду. бәлким буларниң бесими еғир кәлгән болуши мумкин вә йаки билинмигән башқа сәвәб түпәйлидин , فедоров өткән һәптә зелинский тәрипидин һоқуқидин елип ташланған. нәтиҗидә окраийнада бир нәччә күн чоң намайиш болған.
русийә вә окраийнаниң талапәтлири
урушниң зийини көп тәрәплик болуп һәммдин бурун пухраларға бивастә тәсири болиду. бирләшкән дөләтләр тәшкилати украийна кишилик һоқуқни көзитиш җәмийтиниң истатскисиға асасланғанда урушта хәлқтин (әскәр әмәс) 16,500 дин артуқ киши өлгән вә 50,000 дин артуқи йариланған. йурт-маканидин айрилиғанларниң сани тәхминән 5.9 милйон украийналиқ йавропа миқйасидики мусапир болуп кәткән вә тәхминән 3.7 милйон киши украийна ичидә йурт-маканидин айрилп башқа райунларға көчүшкә мәҗбур болған.
һәрбий әслиһәләр
русийә: 23,000 йүрүштин артуқ (танка, броневик, айропилан, зәмбирәкләрни өз ичигә алиду. )
украина: 11,500 йүрүштин артуқ
танкилар: русийә 3,500 дин артуқ (украина армийәси русларниң зийнини 12,000 дин ашиду дәп қарайду. )
деңиз армийә فлоти (қара деңиз): русийәниң 34 уруш парахоти вә 2 су асти кемиси вәйран қилинди йаки еғир дәриҗидә бузғунчилиққа учриған, бу русийәниң қара деңиздики актип һәрбий иқтидариниң тәхминән үчтин бирини йоқатқанлиқидин дерәк бериду.

иқтисадий зийан : дунйа банкиси, йавропа комитети вә хәлқара пул فонди тәшкилатиниң истастикиға қариғанда окраийнаниң зийини тәхминән 500 милйард доллар билән 700 милйард доллар арисида болуп 150,000 дин артуқ туралғу биналар вә тәхминән %40 һалқилиқ енергийә ул әслиһәлири еғир зийанға учриған.
русийәниң зийини 300 милйард доллардин көп . мудапиә вә бихәтәрлик чиқими омумий дөләт хамчотиниң %30-%35 тин көпрәкини игилиди. русийә мәркизий банкисиниң тәхминән 300 милйард долларлиқ ташқи перевот записи ғәрб банкилирида тоңлитилған пети турмақта.

әмма һәр икки тәрәпниң әскири зийини ғайәт зор болуп CSIS ниң мөлчәригә асасланғанда, 2022-йили فевралдин 2026-йили ийунғичә болған арилиқта русийә қораллиқ күчлиридин тәхминән 1.4 милйон киши талапәткә ( бу өлгән, йариланған вә йоқап кәткән әскәрләрни өз ичигә алиду) учриған . өлгән әсләрләрниң сани болса 400 миңдин 450 миң әтрапида . окраийнаниң зийини болса умумий талапәткә учриғанларниң сани 525-625 миң, өлгән әскәрләрниң сани болса 125-150 миң әтрапида.

бу талапәтләр русийәниң әскәр қобул қилиши үчүн барғансери бир мәсилигә айланмақта. 2026-йили, русийәниң һәр айлиқ талапити 30,000 дин 34,000 арилиқида болуп, бу һәр айда тәхминән 27,000 йеңи әскәр қобул қилиш нисбитидин ешип кәткән.

бу санлиқ мәлуматлар һәқиқәтән кишини һәйран қалдуриду. иккинчи дунйа урушидин буйан, һечқандақ чоң дөләт һәрқандақ бир урушта бунчә көп талапәт йаки өлүмгә учрап бақмиған. мәсилән, америка билән селиштурғанда русийәниң украинадики өлүм сани америкиниң иккинчи дунйа урушидин буйанқи барлиқ урушлиридики омумий өлүм санидин тәхминән төт һәссә көп болған. америка чавшйән урушида 36,574 адәм, вейтнам урушида 58,220 адәм, парс қолтуқи урушида 383 адәм, аفғанистанда 2,581 адәм вә ирақта 4,492 адәм зийан тартқан, йәни өлгән. буниңдин башқа гиренада, панама вә башқа урушларда, мәсилән 2026-йилдики «Epic Fury» һәрикитидә аз санда өлүм талапәтлири бар.

росийәниң әскири зийини росийә вә совет иттипақиниң тарихий нуқтисидинму диққәт қилишқа әрзийду. росийә әскәрлириниң украийна җәң мәйданида өлүш сани совет иттипақиниң 1980-йиллиридики аفғанистан урушидики өлүм саниниң 28 һәссидин, росийәниң 1990 вә 2000-йиллиридики биринчи вә иккинчи чечән урушидикидин 18 һәссидин, һәмдә иккинчи дунйа урушидин буйанқи барлиқ росийә вә совет урушлириниң йиғиндисидин тоққуз һәссидин көп болған.

росийәниң җәң мәйданидики зийини украийнаниңкидин көрүнәрлик йуқири. урушниң көп қисмида, росийә-украийна талаفәт нисбити 2:1 билән 3:1 арилиқида болған, әмма 2026-йилиниң биринчи йеримида бу нисбәт тәхминән 8:1 гә өрлигән. украина қошунлири 2022-йили فевралдин 2026-йили ийунғичә болған арилиқта 525 миңдин 625 миңғичә талапәткә (өлгән, йариланған вә йоқалғанлар) учриған болуп буниң арсида өлгәнләрниң сани 125 миңдин 150 миңғичә.
немә үчүн росийәниң талапәт вә өлүм сани бунчә йуқири?
йуқири техника билән бирләштүрүлгән йеңи истратигийә
буниң бир қанчә сәвәби болуп росийәниң хоритиш истратегийәси вә қораллиқ күчләрниң бирликтә җәң қилиш иқтидариниң кәмчиллики, тактика вә мәшиқниң йахши болмаслиқи. буниңдин башқа, украийнаниң әтраплиқ мудапиә истратегийәси, йуқири пән техинкиға тайанған уруш истратигийси росийә әскәрлирини йоқитишта вә росийәниң һәрикитини чәкләштә үнүмлүк рол ойниған.
росийә җәң мәйданида украийна сепини хоритиш үчүн пийадә әскәрләр, дронлар, зәмбирәкләр, башқурулдиған бомба вә башқа йирақтин зәрбә бериш қораллирини ишләтмәктә. росийә қисимлири адәттә савутлиқ машиниларниң йардимидә, мәшиқ көрмигән кичик қисимлар билән илгирилимәктә.
росийәниң йуқири дәриҗилик қоманданлиқ штаблири даим бу қисимларни украийна сепигә қарап илгириләшкә вә оққа тутулуш арқилиқ ахбарат топлашқа буйруйдиған болуп, әгәр украийна нишанлири ениқланса, росийә әскәрлири һуҗумға әвәтилиду, андин у йәрләр зәмбирәк, дрон вә башқурулидиған бомбилар билән нишанлиниду. бу тактикилар йуқири талапәт вә өлүмни кәлтүрүп чиқармақта. йәнә келип SpaceX ниң 2026-йили бешида росийәниң Starlink ишлитишини чәкләш қарари росийәниң қоманданлиқ вә контрол қилиш мәсилилирини техиму еғирлаштуривәткән вә украинаниң қайтурма һуҗумиға йол ачқан.
украина қошунлири йәнә орәк, танкиға қарши тосақлар, мина , зәмбирәк вә дронларни бирликтә ишлитип, илгириләватқан росийә әскәрлирини зор дәриҗидә хоратқан. мәсилән, урушниң шәрқ сепи дронлар билән толған. нәтиҗидә, бәзи мөлчәрләргә қариғанда, росийәниң талапәтлириниң %90 тин көпрәки йүзмуйүз җәңдин әмәс, бәлки дрон һуҗумлиридин кәлгән. окраийнаниң дронлири 30-40 киломитр даиридә «һалакәт райуни» шәкилләндүргән болуп бу райониға киргән әскәрләрниң өлүш нисбити интайин йуқири. илгириләватқан росийә қошунлири бирла вақитта бир қанчә пийадә әскәрләрни бу районға әвәтиши мумкин икән. әмма украина болса адәттә пийадә әскәрләрни бу хил «һалакәт райуни» ға әвәтмәйдикән.
һәммидин муһими йеқинқи мәзгилләрдә украийна америка вә башқа иттипақдаш дөләтләр билән бирликтә дунйаниң әң заманиви техникиллириға тайанға йеңи уруш истратигийсини йолға қоймақта. башта тилға елип өткәндәк украийнаниң дрон вә башқурулидиған бомбилар билән сүний әқилни бирләштүрүш арқилиқ урушта зор бурулуш һасил қилмақта. буниң бир мисали украинаниң «һорнет» (Hornet) ни җәңгә селиши болуп, униң қиммити тәхминән 6000 доллар , мусаписи 150 километирға йетидиған һуҗумчи учқучисиз айропиландур, йәни дрондур.
бу украина вә америка ширкәтлири оттурисидики учқучисиз айропилан һәмкарлиқиниң нәтиҗиси болуп «һорнет» күндүз вә кечидә биваситә син көрүнүшлирини тәһлил қилиш үчүн сүний әқил ишлитиду; нишан байқаш вә һесаблаш усули арқилиқ росийә нишанлирини пәрқләндүриду; супиниң геометирийәлик шәкли, йүз қурулмиси вә иссиқлиқ сигналиға асасән росийәниң сахта нишанлирини байқайду; һәмдә учушниң ахирқи басқучида сүний әқил арқилиқ росийә нишанлириға зәрбә бериду. «һорнет» вә башқа түрдики сүний әқил йардимидики дронлар сүний һәмраһ улинишиға еһтийаҗлиқ болмиған сүний әқилгә тайиниш арқилиқ росийәниң електронлуқ җәң системисиниң тәһдитини азайтиду. униңдин башқа, украина йәнә SkyFall ға охшаш ширкәтләр ишләпчиқарған сүний әқил йардимидики системиларни дронға қарши туруш үчүн ишләтти, бу росийәниң учқучисиз айропиланлирини пәрқләндүрүш вә йоқитишқа йардәм беришни өз ичигә алиду.
бу йеңи истратигийә нәтҗисидә, путин росийәниң украийнада қийин әһвалға чүшүп қалғинини етирап қилиди. украинаниң узун мусапилик зәрбисидин әнсирәш вә җәң мәйданидики күнсери көпийиватқан хирислар сәвәбидин, 2026-йили майдики йиллиқ һәрбий парат көлимини зор дәриҗидә кичикләткән. нурғун росийәликләргә нисбәтән, 2026-йили қийин бир йил болған болуп адәттики росийәликләр иқтисадниң чекиниши, күндилик турмуш буйумлири вә башқа чиқимларниң өрлиши, баҗниң өсүши, интернетниң қаттиқ чәклиниши вә сөз әркинликигә қаритилған бастурушлар билән йашашқа мәҗбур болмақта.
русийә вә окраийнаниң җәң мәйданидики илгириләш сүрити
росийә вә украина қошунлири 2026-йилиниң биринчи йеримидики әң гәвдилик һуҗумлирида интайин аста илгирилиди, оттуричә сүрити күнигә 50 метирдин 90 метирғичә болди. росийә қошунлири асасий җәһәттин һуҗумда болди, әмма икки йилдин көпрәк вақит мудапиәдә турған украина қошунлири кичик даиридә земинни қайтурувелишқа башлиған.
мәсилән 2024- йили فевралда росийә қошунлири украинаниң шәрқ сепидики покровскқа қарап йүрүш қилған болуп икки йилға йеқин җәңдин кейин, 2026-йили йанварниң ахирида шәһәрни контроллуқиға алған, йәни улар тәхминән 50 километир илгирилигән болуп, бу күнигә оттуричә 70 метир дегәнликтур. костийантенивка әтрапида күнлүк оттуричә илгириләш сүрити тәхминән 50 метир, покровск әтрапида 70 метир, словийанск әтрапида 90 метир болған.
украина қошунлириму 2026-йилиниң биринчи йеримида бәзи районларда һуҗумға өткән әмма охшашла аста сүрәттә илгирилигән, йәни күнигә оттуричә 90 метир болған. тарихтики урушларға селиштурғанда , булар өткән бир әсирдики барлиқ урушлар ичидики әң аста илгириләш сүритидур. росийә вә украинаниң өткән бир йилдики һуҗумлири тәхминән биринчи дунйа урушидики әң дәһшәтлик җәңләрдин бири болған сомми җеңидики сүрәттә болған. селиштуруп кәлсәк, 2022-йили украина урушиниң бешидики һәрикәт басқучлирида илгириләш күнигә 3000 дин 7000 метирғичә болған болуп, бу һазирқи һуҗумларға қариғанда 30-100 һәссә тез дегәнликтур.

- бу хәритә CSIS ниң доклатидин елинди
росийәниң украинадики земин контроллуқи 2026-йили баһарда кичиклигән. росийә қошунлири 4- вә 5-айларда игилигән земинидин тартқузуп қойған земини чоң болған. бу арлиқта русийә 400 квадрат километир земинни окраийнаға тартқузуп қойған . росийә қошунлири нөвәттә украийнаниң тәхминән 118 миң квадрат километир земинини (тәхминән %20) контрол қилмақта, бу қирим вә 2022-йилидин бурун игиливалған донбас районлирини өз ичигә алиду. бу районниң ичидә тәхминән 75 миң квадрат километири (украинаниң тәхминән %12) 2022-йили فевралдики таҗавузчилиқтин кейин бесивелинған. әмма росийә 2026-йили баһарда бир қанчә йилдин буйан тунҗи қетим кеңийиштин тохтиди. бу росийәниң һәрбий җәһәттики қийин әһвалиниң йәнә бир испати.
урушни ахирлаштуруш мәсилиси
гәрчә росийәниң җәң мәйданидики илгирилиши тарихтики әң начар сәвийәдә , тартқан зийини , вә оттуричә илгириләш сүрити иккинчи дунйа урушидин буйанқи һәр қандақ чоң дөләтниң уруштики ипадисидин көп төвән болсиму росийә давамлиқ җәң қилмақта. уруш тәннәрхини чарчаш аламәтлирини көрситиватқан росийә хәлқидин йошуруш қийинлишиватқан болсиму, путин астилаш йаки тохташ нийити барлиқи һәққидә һечқандақ бешарәт бәрмиди. путин бундақ йуқири бәдәл төләшни халисила уруш йәнила давам қилиши мумкин.
украинаму росийәниң бир қанчә йил тохтимай давамлашқан һәрбий һоҗумиға учраватқан болсиму ғулап чүшүш аламитини көрсәтмиди. әмма русийәни чоң зийанға учратқини билән өзиму йәткүчә һарди. өлгән адәм саниниң русийәдин аз болиши аз зийанға учриғанлиқини көрсәтмәйду. окраийнаниң мәхсиди бир амал қилип тизрақ урушни тохтитиш вә буниң үчүн русийәгә қахшатқуч зәрбә бериш арқилиқ путинни үстәлгә келишкә мәҗбурлаш. йавропа вә америка үчүнму нишан москваниң күчини хоритиш арқилиқ тинчлиқ келишимигә мәҗбурлаш. әмма йәнә бир чоң нишани русийәниң күчини йүксәк дәриҗидә хоритиш вә бу арқилиқ йаврупаға бихәтәрлик тәһдиди шәкилләндүрәлмәйдиған һалға чүшүрүш. буниң үчүн украинани һава мудапиә системисиға охшаш һәрбий йардәмләрниң миқдари вә сүпитини ашурушниму өз ичигә алған һәрбий вә иқтисадий йардәм билән тәминләшни давамлаштуруш вә росийәгә қаратқан иқтисадий җазани күчәйтишни давамлаштурдиғанлиқи көрүлмәктә.
ғәрб мәнбәлири (CSIS ниму өз ичигә алиду) росийәниң иқтисадиниң қийин әһвалда икәнликини илгири сүрмәктә. әмма русийә йуқирида тилға елинған пүтүн зийанларни тартиватқан болсиму, йәнила урушни давамлаштурватиду. иқтисади киризис вә пул пахаллиқи қатарлиқ җәһәтләрдә уруш болмайватқан бәзи дөләтләрдин йахши орунда. түрлүк иқтисади җазаларға қаримай русийә йәнила неفит вә тәбий газлирини сатидиған базарларни мувапиқийәтлик тепип чиқиватиду. мәсилән хитай вә һиндистан бу җәһәттә русийәниң йүкини зор дәриҗидә йәңгилләтти. буниң бәдилигә улар русийәдин дипломатик қоллаш вә илғар қоралларға йаки бу хил техникиларға ершимәктә. бу һаләт окраийна урушидики икки әҗәллик аҗизлиқни көрсәтмәктә:
- ғәрбниң хитай вә һиндистанға охшаш чоң дөләтләрни җазалаш йаки қайил қилиш күчиниң аҗизлиқи
- америка вә йаврупаниң иқтисади вә һәрбий йардәмлириниң давамлиқ, йитәрлик вә кәскин болмаслиқи.
буларниң ичидә биринҗи амил күч йәтмәйдиған шуңа амал йоқ амил. һәтта һинидстан үчүн русийәдин келидиған тиҗарәт вә һәрбий һәмкарлиқини ғәрб дәрһал берип болалмайду. йәнә келип һиндистан асийада хитай вә пакистанниң тәһдидигә тақабил туруш үчүн русийәни йенида тутуп турушқа мәҗбур. шундақ болғандила хитайниң дунйави йаки оттура асийадики күчини тәңпуңлаштурғили болиду. йәнә келип пакистан хитайдин көпләп һәрбий техника йардими еливатқан шараитта русийәниң һәрбий күчи һиндистан үчүн һәл қилғуч муһим әһмийәткә егә.
иккинчи амил болса ғәрб қилалайдиған, әмма қимарға охшайдиған бир амил. йаврупа һәқиқәтән русийәгә қарши интайин иһтийатчан позтсийәдә болмиса болмайду. амал бар окраийнаға қилинған йардәм русийәниң бу дөләтләргә һоҗум қилишини кәлтүрүп чиқиридиған дәриҗидә болмаслиқи керәк. чүнки йаврупаниң бивастә урушқа кириши йаврупада чоң сийасий, иқтисади вә иҗтимаий давалғушни кәлтүрүп чиқириду. һичким йаврупаниң һәрбий җәһәттин зади қанчилик күч көрситәләйдиғанлиқиға бир нәрсә дийәлмәйду. 2-дунйа уршида йаврупа дунйаниң һәрбий күч мәркизи иди. әмма униңдин кийн йаврупада интайин чуңқур өзгиришләр йүз бәрди. йаврупаниң әмәлий иқтидаридики бу ениқсизлиқ русийәниму қарарсиз һалға чүшүрүп қойиду; русийәму йаврупаниң техиму бәк арлишишидин әнсирәйду, шуңа актиплиқ билән уларниң чишиға тегишкә җурәт қилалмайватиду. әмма шу нәрсә ениқки, техиму зор әскири вә иқтисади бәдәл төләтмигичә, путин җәңни давамлаштуруши мумкин.
пайдиланған бәзи мәнбәләр:
