хәвәрләрниң мәнбәси : б б с (BBC) , аксийос (Axios), First Post, с н н түрк (CNN TÜRK)
22-ийул
иранға қилинған һуҗумларниң кәскинлишишигә әгишип, америка B-1 бомбардиманчи айропиланини орунлаштурди америка әмәлдарлириниң ейтишичә, америка армийәси сәйшәнбә күни B-1 типлиқ аваздин тез, узун мусапилик бомбардиманчи айропиландин пайдилинип иран ислам инқилаби муһапизәтчиләр қошуниниң нишанлириға зәрбә бәргән. бу америкиниң тоқунуш қайта башланған 12 күндин буйан тунҗи қетим иранға зәрбә бериш үчүн бу бомбардиманчи айропиланларни ишлтиши болуп һесаблинду. .
мутәхәссисләр B-1 бомбардиманчи айропиланиниң иқтидари вә униң тоқунуштики ролиға аит бир қанчә муһим тәпсилатларни тәкитлиди:
1. техникилиқ алаһидиликлири: бу еғир типтики бомбардиманчи айропилан болуп, F-16 йаки F-35 күрәшчи айропиланлириға охшимайдиған йири 34 тонна оқ-дора тошуш иқтидариға игә. саитигә 1500 километир сүрәт билән учиду вә һавада йеқилғу толуқлийалайду, бу уларға әмәлийәттә чәксиз мусапини бесиш иқтидари бериду.
2. чоңқур сиңип кириш: B-1 айропилани йәр асти 70 метирдин 80 метирғичә чоңқурлуқтики нишанларға еғир зийан йәткүзәләйдиған ениқ зәрбә бериш үчүн мәхсус лайиһәләнгән. бу уларни иранниң қазмадағ районидики йәр асти әслиһәлиригә охшаш гуманлиқ йәр асти нишанлириға қарши алаһидә үнүмлүк қилиду.
3. йадро иқтидари: бу айропиланларниң америка қорал-йарағ амбиридики әң хәтәрлик айропиланларниң бири болуп, йадро бомбиси тошуш вә етиш иқтидариғиму егә.
әмма бу һоҗумларға муһит вә инсанпәрвәрлик нуқтисидин зор әндишиләр мәвҗут. әгәр B-1 бомбардиманчи айропиланлири йадро әслиһәсиниң йадросиға мувәппәқийәтлик зәрбә бәрсә, у пүткүл районни булғайдиған вә әсирләр бойи давамлишидиған екологийәлик тәсирләрни пәйда қилидиған йадро йаки радийатсийи апитни кәлтүрүп чиқириши мумкин.
20-22 ийул
америка иранниң қоманданлиқ мәркәзлири, һава мудапиәси вә йадро әслиһәлиригә йеқин районларға қаратқан 10- вә 11-кечилик уда һәрбий зәрбә беришни башлиди. бу зәрбә бериш буйруқини трамп йеқинда иорданийә вә ирақта үч америка әскириниң қаза қилғанлиқиға интиқам сүпитидә бәрди. буниңға қарита, иран “омумйүзлүк уруш” елан қилди. теһран һормуз боғузидики сода неفит танкирлириға һуҗум қилди һәмдә бәһрәйн, кувәйт вә иорданийәдики америка һәрбий әслиһәлиригә дрон һуҗуми қозғиди. иран әмәлдарлири әгәр дөлити неفит саталмиса, район характерлик һечқандақ ул әслиһәниң бихәтәр қалмайдиғанлиқини агаһландурди. трамп әгәр парахотларға қилинған һуҗумлар давамлашса, иранниң електр истансилири вә көврүклирини вәйран қилидиғанлиқи билән тәһдит селип инкас қайтурди.
23-ийул: тоқунушниң қизил деңиз вә әнглийә базиллириғчә кеңәйди
йәмәндики иран қоллайдиған хусий қозғилаңчилири қизил деңизда сәуди әрәбистанниң икки неفит парахотиға (енселийа вә ләйла) һуҗум қилған. буниң билән башқа 10 неفит парахоти чекинишкә мәҗбурлиған. хусийлар бу һуҗумларниң сәуди әрәбистанниң йәмәнгә қаратқан қамалиға қайтурулған интиқам икәнликини оттуриға қойди. нәтиҗидә, трамп хусийлар вә иранға қарита “зор көләмлик һәрбий җаза” беридиғанлиқи билән тәһдит салди. шуниң билән бир вақитта, иран һормуз боғузиниң қатнаш үчүн “пүтүнләй йепиқ” икәнликини елан қилди. шуниң билән бир вақитта, иран дөләт таратқулири америкиниң чегра зәрбисидә 2 кишиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.
теһран йәнә әнглийәгә тәһдит селип, әнглийә базилириниң (мәсилән, америка бомбардманчи айропиланлири зәрбә бериш үчүн ишләткән RAF Fairford базиси) әмди “қанунлуқ нишан” икәнликини билдүрди. әнгилийәниң йеңла һоқуқни тапшурвалған баш министир андири бурнһам рәһбәрликидики әнглийә һөкүмити америкиниң урушта әнгилийә базиллирини ишлтишкә йол қойидиғанлиқини елан қилди вә иранниң енкасиға қарита өзини қоғдашқа толуқ тәййар икәнликини билдүрди. уршниң йеңидин кәскинлиши неفит баһасиниң бир туңини 100 долларға өрлитивәтти.
24-ийул
америкиниң бомбардимани 13-кечигә қәдәм қойғанда, иран дөләт таратқулири 4 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 5 кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди. һормуз боғузи сода транспорти асасән тохтап қалди, пәқәт 1 неفит парахотила өтти, бу 7-майдин буйанқи әң төвән сан. неفит баһаси 100 доллардин (74.96 فондстерлиң) йуқири болушни давамлаштурди. трамп хәлқара парахот қатнишиға йәткүзүлгән зийанни төләш үчүн иранниң тоңлитилған мәблиғини мусадирә қилидиғанлиқини елан қилди, бу 6-айдики бузулған келишимниң 11-маддисиға биваситә хилап. иран ташқи ишлар министири бу мусадирә қилишни техиму чоң малиманчилиқни кәлтүрүп чиқиридиған “партлиғуч характерлик үлгә” дәп әйиблиди.
америкиға болған зийанлири
трамп вә униң һөкүмәт әмәлдарлири иранниң һормуз боғузи әтрапидики һәрбий иқтидари “йоқ дейәрлик” дәватқан болсиму, әмма башқа мәнбәләр иранниң йәнила америкиға қаттиқ зәрбә бериватқанлиқини хәвәр қилмақта. һиндистанниң First Post хәвәр қанилиниң билдүришичә , трамп америкиниң урушта ғәлибә қиливатқанлиқини илгири сүргән болсиму, әмма ислам инқилабий муһапизәтчиләр қошуни америка һәрбий базилириға қарши баллистик башқурулидиған бомба вә дронлар билән интиқам характерлик һуҗум қозғиди. иран төвәндикиләрни нишанлиған:
- кувәйттики төт америка һәрбий лагери: улар бу йәрдә бир патриот (Patriot) һава мудапиә батарейәси вә бир MQ9 дрон (учқучисиз айропилан) искилатини вәйран қилғанлиқини илгири сүргән.
- иорданийәдики америка қошунлири: иран бу йәрдә бир THAAD (йуқири бошлуқтики терминал райони һава мудапиә системиси) батарейәси, бир патриот системиси вә бир CRAM (ракета, зәмбирәк вә минамйотқа қарши туруш) радариға зәрбә бәргәнликини ейтти.
мудапиә системиллириниң тәннәрхи вә чиқими
хәвәр қилинишичә, иран дунйадики әң қиммәт мудапиә системисиға қарши бир қәдәр әрзан болған шаһид дронлири вә башқурулидиған бомбиларни ишләтмәктә.
америкиға тәвә һәрбий әслиһәләрниң чиқимлири төәндикичә:
- THAAD бир тал: 3 милйард долларғичә
- патриот бир тал:4 милйон доллар
- CRAM радари, бир тал: милйон доллар
техника вә үскүниләрдин башқа, америка еғир йәнә башқа зийанларға учриған. буниң ичидә 40 тин артуқ айропилан, онлиған радар вә муһим қоманданлиқ мәркәзлири бар. адәм талапитиму ешип, кәм дегәндә 18 америка әскири өлгән вә 550 дин артуқ әскәр йарилинип даваланмақта.
америка һава армийәсиниң көлими, сүний һәмраһ ахбарати вә узун мусапилик ениқ зәрбә бериш җәһәттә әвзәлликкә игә болсиму, әмма мәнбәләр иранниң чидамчанлиқи вә әрзан баһалиқ техникиларни ишлитиши америкиниң йеңилмәслик образиға җәң елан қиливатқанлиқини көрситип бәрди.
тоқунуш вә һәрбий әслиһәләрниң хорап кәткәнликигә қарита, америка авам палатаси 216 гә қарши 212 аваз билән 2027-йиллиқ мудапиә хамчотини мақуллиди. бу хамчот америка һәрбий мудапиә тарихида рекорт йаритип 1.5 тирилйон долларға йәткән болуп, алдинқи йилдики 900 милйард долларлиқ хамчоттин %66 ашқанлиқини көрситиду.
