2026-йили 7-8 ийул күнлири 32 дин артуқ дөләттин кәлгән дөләт башлиқлириниң қатнишиши билән түркийәниң саһибханлиқ қилишида әнқәрдә нато башлиқлар йиғини өткүзүлди. һәр хил сәлби тәнқидләргә учурған болсиму бу йиғинда бәзи чоң вә чуңқур әһмийәткә егә нәтиҗиләр қолға кәлди. бу йазмида мәзкур йиғинниң асаслиқ мәзмуни, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр, кирзислар шундақла түркийәниң бу қетмқи йиғин вә натониң омумий мәвҗутлиқи үчүн қандақ рол ойнайдиғанлиқи тәһилил қилиниду.
йиғин түркийәниң җумһур башқанлиқи сарийи (пирздент мәһкимиси) дә өткүзүлгән болуп, түркийә бу йиғинда мундақ бир қанчә җәһәткә көңүл бөлгән:
- дөләт башлиқлирини османли мәһтәр марши вә османли дөлитиниң алаһидә қисими болған «йеңи чәри» чә йасанған бир колликтип билән күтүвалған. түркийә бу арқилиқ йаврупаға 1) биз күчлүк дөләт 2) биз бир йаврупа дөлити дегән сегинални бәрмәкчи болған. ички җәһәттин болса йеқинлишватқан сайламда ақ партйиниң қоллиғучилири шундақла қарарсиз қалған сайлиғучиларға «бизниң буларни қилшқа күчимиз йәтти, бизни сайлисаңлар болиду» дегән учурни бәрмәкчи болған дәп қарашқа болиду.
- түркийәниң күчини вә миһмандослиқини намайән қилиш. йиғинға наһайити әтраплиқ тәййарлиқ қилинған болуп, гәрчә түркийә иқтисади җәһәттин қийн әһвалда болсиму һәшәмәтлик өткүзүлгән. җумһур башқанлиқи сарийиниң һәшәмити исландийәниң йаш айал пирздинтини һәйран қалдурған шундақла кәчлик тамақта башлиқларға түркийәниң мол йимәклири сунулған вә айалларға музика вә түрк мәдәнийтини ипадилигән мода кийм көргәзмиси орунлаштурулған. натониң мәхсус тор бетидә түркийәниң көрсәткән қизғин меһмандостлиқиға алаһидә миннәтдарлиқимизни билдүрүлгән.
- трампниң көңлини елишқа алаһидә күч сәрп қилинған. әрдоған йашинип қалған болишиға қаримай трампини күтүвелишқа мәхсус өзи чиққан. трамп түрк әскәрлири билән саламлашқан шундақла күтүвелиш мурасимда төт уруш айруплани мәйданниң үстидин учуп өткән.
икки күнлүк учуршиштин кийн нато әнқәрә хитабнамиси имзаланған болуп асасий мәзмуни төвәндекичә:
- шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақиниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири, вашингтон шәртнамисиниң 5-маддисиға болған садиқлиқи тәкитләнди , «биримизгә қилинған һуҗум һәммимизгә қилинған һуҗумдур» қариши йәнә бир қетим қобул қилинди.
- әнқәрә башлиқлар йиғинида иттипақдашларниң мудапиә санаәт базисини кеңәйтишни нишан қилған 50 милйард доллардин артуқ йеңи сетивелиш тохтамлири елан қилинди.
- русийәниң узун муддәтлик тәһдити вә давамлишиватқан дөләт һалқиған террорлуққа тақабил туруш үчүн, нато рәһбәрлири коллектип ишләпчиқириш иқтидарини кеңәйтишкә вәдә бәрди. һәрбий мудапиә иттипақиниң техиму үнүмлүк болуши үчүн әза дөләтләр оттурисидики мудапиә сода тосақлирини системилиқ түгитиш келишимлири имзаланди.
- йиғин натониң әнәниви, йадро, тор, бошлуқ вә башқурулидиған бомба мудапиә саһәлиридики җәңгивар әвзәлликини заманивилаштуруши илгири сүрүлди. дрон системилар, йирақ мусапилик ениқ зәрбә бериш иқтидари вә бир гәвдиләшкән һава вә башқурулидиған бомба мудапиәсигә рәсмий мәбләғ селиш қарарлаштурулди .
- йавропадики иттипақдашлар вә канада , иттипақниң коллектип мудапиәси үчүн техиму чоң қурулмилиқ вә малийә мәсулийитини үстигә алди, бу нато ичидә техиму өзигә тайинидиған вә чидамлиқ йавропа түврүкиниң шәкилләнгәнликидин дерәк бериду.
- окраийани қоллаш үчүн йавропадики иттипақдашлар вә канада һазир бихәтәрлик йардиминиң көп қисмини мәбләғ билән тәминләшни үстигә алмақта. 2026-йили үчүн, нато 70 милйард йавро қиммитидики һәрбий әслиһә, йардәм вә мәшиқ билән тәминләшкә вәдә бәрди, һәмдә 2027-йилиму аз дегәндә охшаш сәвийини сақлап қелишқа вәдә бәрди .
- нато коллектип һалда иранниң йадролуқ қоралға еришишини мәңгүлүк чәкләш керәкликини йәнә бир қетим тәкитлиди вә теһрандин һормуз боғузидики интайин муһим сода каридорида хәлқаралиқ кемә қатниши әркинликигә толуқ һөрмәт қилишни рәсмий тәләп қилди.
әнқәрдә өткүзүлгән бу йиғин интайин сәзгүр вақитта орунлаштурулған болуп трамп натодин иран уруши сәвәблик интайин үмидсизләнгән иди, шундақла америкиниң натодин чиқип китиши керәкликини давраң қиливатқан иди. натониң парчилинип кетишидин әнсирәйдиғанлар үчүн ейтқанда, әнқәрә йиғини бир тәсәллий болди. трамп натониң «ортақ мудапиәгә болған мустәһкәм вәдиси»ни, җүмлидин бир тәрәпкә қилинған һуҗумни һәммә тәрәпкә қилинған һуҗум дәп қарайдиған 5-маддини қайта тәстиқлиған бирләшмә хитабнамигә имза қойди.
әмма йиғинниң пүтүн җәрйанини күзәткәндә трамп натони йоқтиш үчүн әмәс бәлки һақарәт қилиш үчүн кәлгәнликини һис қилғили болиду. у һичкимни айап олтурмастин наразилиқини ипадилиди. у башлиқлар йиғини суписидин пайдилинип иран рәһбәрликини «пәскәш», «кесәл» вә «рәзил» дәп атиди. у райондики парахотларға ракета һуҗуми қилинғандин кейин америкиниң иран нишанлириға «наһайити күчлүк һуҗум қилғанлиқини» шуңа уруш тохтитиш сөһбитиниң «ахирлашқанлиқини» елан қилди.
трампниң иранға болған ғәзипи униң нато иттипақдашлириға бәргән баһасиғиму тәсир қилди. у иттипақниң «терорлуқниң биринчи номурлуқ дөләт һамийси» болған иранға қарши америкиға йардәм қилалмиғанлиқидин «хушал әмәс» икәнликини тилға алди. әнгилийә, гирманийә, فрансийә қатарлиқ дөләтләрниң симлирини атап туруп әң еғир күнләрдә америкиниң йардәм тәлипини рәт қилғанлиқини, әмма америкиниң милйард доллар мәбләғ вә әскәр билән йаврупани қоллап келиватқанлиқини, шуңа бу һаләтни қобул қилишниң қийн икәнликини оттуриға қойди. трамп йәнә әгәр данийәгә тәвә болған гренландийәни алалмиса, америка қошунлирини йавропадин чекиндүридиғанлиқи билән тәһдит салди. испанийә билән болған содини үзүшкә қәсәм қилди… у йаврупаға болған күчлүк үмидсизләнгәнликини көрситип «әгәр әрдоғандин башқиси мени тәклип қилған болса кәлмәйтим» деди. йәнә әрдоғанни көп тәрәпләрдин махтиди шундақла әнқәрәниң йиғин орунлаштуршини 10 нумурдин 12 нумур бердиғанлиқини тилға алған.
әмма трамп айрилиш алдида иттипақдашлар арисидики «ғайәт зор муһәббәт» һәққидә қизғин сөзләп кәтти. немила болмисун,трамп вә башқа тәрәпләр йуқиридики 7 түрлүк мәсилидә ортақ имза қойулған вә кишиләр әнсирәп келиватқан « натониң парчилиниш» дин сақлинип қалди . иқтисадшунас журнили трампниң бу «меһрибанлиқи» ни нурғун йавропалиқларға нисбәтән худди «хотунини уридиған әрниң муһәббити» гә охшатқан.
трампниң ағринишлири тоғра йаки хата болсун һичким униң билән қаршилишини халимиди. вәзиписидин айрилиш алдида турған нато баш катипи марк рутте трампниң иттипақни мәбләғ билән тәминләш җәһәттә «зор ғәлибә» қазанғанлиқини етирап қилди вә америкидин башқа әзаларниң мудапиә чиқиминиң зор дәриҗидә ешишини «трамп тирилйони» дәп атиди. йавропадики нато дөләтлири вә канада 2024-2026-йиллири арисида 2024-йилдикигә селиштурғанда тәхминән 258 милйард доллар көп чиқим қилған болуп, рутте бу бурулушниң трампниң бесими болмиса йүз бәрмәйдиғанлиқини вә буниң тоғра қарар икәнликини илгири сүрди.
шундақтиму йаврупа үчүн бихәтәрлик кирзиси йәнила мәвҗут. пентагон шәрқий йавропадики алдинқи сәп қошунлирини вә запас күчлирини қисқартқан. америка уруш министири пет хегсес барлиқ қошунларни чекиндүрүш керәк дәп давраң қиливатқан болуп әмма ташқи ишлар министири марко рубийо тәрипидин тосуп қелинған. йәнә келип трамп тола өзгрип туриду вә йаврупаниң бихәтәрлики һәққидә бәргән вәдилиригә қанчилик әмәл қилидиғанлиқиға бир нәрсә дегили болмайду. шуңа йаврупаниң «америкасиз нато» пиланиға әһмийәт бериши тоғра қарадур.
әнглийә һазир 12 дөләт башлиған, 2000 киломитир йирақлиқтики нишанларға зәрбә берәләйдиған башқурулидиған бомбиларни тәтқиқ қилип чиқиш үчүн 50 милйард долларлиқ йавропа пиланиға йетәкчилик қилимақта. шундақла башқа тохтам уқтурушлири шуни көрсәттики, йавропалиқлар америка тәминлигән «йардәмчи қораллар» бошлуқини толдурушқа тиришиватиду.
йиғинниң әң чоң пайда алғучилири
һәр хил мәтбуатларда бу йиғинда ким әң чоң пайдини алди дегән тема муназирә қилинмақта. һәммдин бурун шуни итрап қилиш керәкки бу йиғинда һәммә тәрәп пайда алди. америка өзиниң шәртсиз лидир дөләт икәнликини көрсәтти вә йаврупа дөләтлири натониң чиқимлириниң техиму көп қисимини зиммисигә елишқа қошулди. йаврупа болса русийә тәһдиди күнсири ешиватқан пәйттә америкини мувапиқийәтлик һалда йенида тутуп қалди вә 5- маддиға имза қойдурди. түркийә болса өзиниң һәм трамп билән болған йеқин мунасивәт, һәм әскири җәһәттики қолға кәлтүргән нәтиҗиллири билән йаврупа дөләтлиригә қанчилик муһим дөләт икәнликини һис қилдурди.
окраийна
окраийна гәрчә натониң әзаси болмисму йиғинға қатнашти шундақла әң чоң пайдини алди дәп қарашқа болиду. трамп бурун униңға «қолуңда козур йоқ» дегән вә уни ишханисидин қоғлап чиқарған иди. әмди болса у униңға бир козир беришкә вәдә бәрди: у болсиму украйина русийәниң баллистик вә аваздин тез сүрәтлик башқурулидиған бомбилирини етип чүшүрәләйдиған бирдинбир қорал болған, җиддий еһтийаҗлиқ патрийот башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисниң ишләпчиқириш иҗазәтнамиси.
6-ийул русийә атқан 29 данә башқурулидиған бомбиниң бириниму украина тосуп қалалмиған иди. окраийна патрийотқа егә болса русийәниң һоҗумлири зор дәриҗидә аҗизлайду. трамп йәнә украинаниң русийә земини ичигә һуҗум қилишиға «мақуллуқ» билдүргәндәк сигнал бәргән вә бундақ кәскинлишишниң русийәни сөһбәт үстилигә келишкә мәҗбурлиши мумкинликини тилға алған. трамп билән зелинский йәнә чақчақ қилишқан. мухбирлани күтивелиш йиғинида тирамп « мусковаға берип потин билән көришәмсән?» дәп сориғанда, зелинский « уйәрдә окраийнаниң дронлири учуп йурийду, бериш хәтәрлик» дәп җавап бәргән. трамп мухбирларға « мениңчә биз интайин йахши мунасивәт орнаттуқ» дегән. әмма трампниң миҗәзи бәк тез өзгириду. униң путин билән болидиған кейинки параңлири уни йәнә русийәниң тәләплиригә йеқинлаштуруп қоймайду, дәп кисип ейтқили болмайду.
түркийә
башлиқлар йиғининиң йәнә бир ғәлибә қилғучиси болса түркийә вә әрдоған болди. йиғиндин илгири түркийә әмәлдарлири хусусий һалда трампниң йиғинға келишиниң өзила бир ғәлибә дәп қарилидиғанлиқини ейтқан иди. трамп кәлди вә кәлгәндиму совғатлар билән кәлди. түркийәгә нисбәтән, бу йиғин зор бир дипломатик ғәлибә болди. әрдоған түркийәниң русийәниң S-400 системисини сетивалғанлиқи сәвәбидин илгири тосуп қойулған F-35 күрәшчи айропиланлирини сетиш мәсилисидә трамптин «йешил чирағ» алди. трамп «биз әмди достлиримизға ембарго йүргүзүшни халимаймиз» дийиш арқилиқ бу сегинални бәрди. буниңдин башқа, трамп түркийәниң пүтүн мудапиә систимисиға имбарго қойған CAATSA ембарголирини бикар қилишқа вәдә бәрди. исраилийә баш министири нетанйаһуниң буниң районлуқ күч тәңпуңлуқини бузуветиши мумкинлики тоғрисидики агаһландурушлириға қаримай, трамп бу қарани алғанлиқини тилға алди.
бу қарарлар һәқиқәтән түркийә үчүн интайин муһим. түркийәниң F-35 кә еришәлмәслики йаврупадики иттипақдашлири вә райунлуқ рәқиблири билән болған күч пәрқигә чоң тәсир көрситип келиватқан болуп, болупму гиртсийә билән исраилийәниң F-35 فилотлири (гәрчә бу дөләтләрниң һәрқандақ бири билән түркийәниң уруш қилиш иһтималлиқи төвән болсиму ) түркийә үчүн чоң тәһдид шәкилләндүриду. йәнә келип CAATSA имбаргоси түркийәниң пүтүн мудапиә иқтидарини нишанлиған болуп , илғар һәрбий техиникларни сетвелишини қийнлаштуруп кәлмәктә. бу имбарголар бикар қилинғанда түркийә һәрбий җәһәттин техму күчлүк орунға егә болиду вә йаврупа билән болған мунасивәттә техиму күчлүк орунға егә болиду.
түркийәниң милли мудапиә санаити, һазир өз әслиһәлириниң %80 кә йеқинини, җүмлидин украинада ишлитиливатқан байрақтар дронлирини өзи ишләпчиқириватиду. чәклимиләр бикар қилинғанда түркийәниң «шәрқ тәрәптики нато бихәтәрликиниң түврүки» болуштәк ролини техиму мустәһкәмлиниду шундақла йаврупаниң русийәгә қарши күчини ашурушқиму пайдиси болиду. чүнки түркийә күчлүк болса русийәниң йаврупа тәрәпкә кеңийиши қийн болиду.
әмма, нәзәрдин сақит қилишқа болмайдиғини тирампниң гипиниң тутруқсизлиқидур. трамп икки күндин кийн «йақ, түркийәни җазалаймән» десә һичким һичнемә дийәлмәйду. йаки трамп түркийәни исраилийә билән йеқин өтүшкә вә «ибраһим келишми» ни имзалшни шәрт қилишиму мумкин. трамп әнқәрәдә нетанйаһуни « уруш мәзгилидики аҗайип баш министир» дәп махтап, уни қоллайдиғанлиқини тәкитлиди. әрдоғанниң исраилийәни анчә йақтурмайдиғанлиқини, әмма трамп билән болған шәхсий мунасивити сәвәбидин исраилийә билән тоқунуштин өзини қачурғанлиқини әскәртти. трамп нийанйаһуни тилға елиш арқилиқ әрдоғанға сигнал бәрмәкчи болған болуши иһтимал. йиғип ейтқанда буларниң һичбирини һәққидә һичким һичнәрсә дейәлмәйду. чүнки қарши тәрәп трамп. шуңа трампниң түркийә һәққидә дегәнлирини бир тәрәптин ғәлбә дәп қарисақ, йәнә бир тәрәптин бир аз иһтийат билән муамилә қилиш лазим.
әрдоған трампни алаһидә йусунда қарши алди вә йиғинниң баш ролчисиға айландурди. трампму «әрдоған дәвәт қилмиған болса кәлмәйтим» дийиш арқилиқ әрдоғанни трампниң натоға болған қаришини өзгәртәләйдиған аз сандики рәһбәрләрниң бири икәнликини тәстиқлиди. йәнә бир тәрәптин дөләт башлиқлириниң айаллири үчүнму алаһидә олтуруш орунлаштурулған болуп түркийәниң йәрлик йимәк-ичмәклири сунулди; йәрлик кийм-кичәк вә посунлирини кийгән модиллар уларға нумур көрсәтти. шундақла түркийәниң даңлиқ нахшичиси ажда пәккан миһман сүптидә тәклип қилинип нахшилирини миһманларниң һозуриға сунди.
тәбиий һалда нато йиғининиң мувапиқийәтлик болуши,османличә қарши елиш мурасими, әрдоғанниң рийасәтчилики вә трампниң разимәнлики қатарлиқ амиллар ақ партийниң алдимиздики сайламдики қоллашқа еришишгә иҗабий тәсир көрситиду. шундақтиму өктичиләрниң һакимийәтни әйиплиши үчүн йеңи пурсәтләрни йаритип бериду. йиғин җәрйанида әң көп талаш-тартиш қилинған мәсилә فатих султан мәһмәд көвикигә америкиниң байриқини тәсвирини чүшүрүш вә натоға қарши намайишчиларниң тутқун қилиниши болған. тәнқидчиләр өзлирини мусулманларниң болупму ғәззәрниң һамийси икәнликини иддиа қиливатқан һөкүмәт вә муһапикизикар тәшкилатларниң бир вақитларда галата көврикидә пәләстин байриқи ечип чоң намайиш қилши, старбакис вә кока кола ширкәтлиригә һоҗум қилиши билән америка байриқини فатих султан мәһмәд көврикигә чүшүрүш оттурсдики зитлиқни қаттиқ тәнқид қилмақта. буниңдин башқа түркийә шичи партйси вә түркийә коммонист партйиси натоға қарши намайиш қилған, әмма һөкүмәт бәзи намайишчиларни тутқун қилған. өктичиләр йәнә исламчи тәшкилатларниң нато вә трамп һәққидә бирәр намайиш йаки қарши байанат бәрмигәнликини тәнқид қилмақта.
нато рәһбәрлири болса бу һәқтә һичқандақ инкас билдүрмигән. улар амал бир әрдоған вә трампниң чишиға тигип қойуштин өзини тартқан. BBC ниң тәһлилидә көрситилишичә, йавропа рәһбәрлири әрдоғанниң кишилик һоқуқ хатирисигә болған тәнқидлирини асасән тохтатқан, чүнки улар һазир түркийәни америкиниң ишәнчлик рәһбәрлики кәмчил болған бир шараитта йаврупаниң бихәтәрлики үчүн «истратегийәлик зөрүрийәт» дәп қарайду. бир тәһлилчи қәйт қилғандәк, түркийә бәлким «демократик сәвийәдә» ғәлибә қилалмиған болуши мумкин, әмма у «ким күчлүк» дегән сәвийәдә ғәлибә қилди.
