
русийә җасус дронлири йаврупадин бир йерим йил мәхпи учур топлиған әмма һичқандақ йаврупа дөлитини буни байқийалмиған
хәлқара истратегийилик тәтқиқат институти (IISS) ниң 7-айниң 2-күни елан қилған доклатида ашкарилинишичә, әслидә неفит җазасидин өтүп кетиш үчүн ишлитилгән русийәниң җазаланған сайә فлоти һазир деңиз җасуслуқ тори қилип өзгәртилгән. мәлуматларға қариғанда, русийә 2024-йили авғусттин 2026-йили فевралғичә болған арилиқта, бу неفит тошуш парахотлирини узун мусапилик җасус дронлириниң қойуп бериш суписи қилип ишлитип, йавропадики 13 дөләтни өз ичигә алған 15 айлиқ маслаштурулған ахбарат мәшғулати елип барған.
бу җасуслуқ асаслиқи нато (NATO) ниң әң сәзгүр һәрбий вә йадро әслиһәлирини нишанлиған. муһим нишанлар төвәндикиләрни өз ичигә алиду
1. әнглийәдики йадро қораллирини орунлаштурушқа тәййарлиқ қиливатқан америка һава армийә базиси- (RAF Lakenheath)
2. فрансийәниң Île Longue су асти парахоти базиси, бу йәр дөләтниң йадро тосуш күчини сақлайду.
3. белгийә вә голландийәдики йадро иқтидариға игә һава армийә базилири.
4. украина пирезиденти володимир зеленский зийарәттә болған мәзгилдә ерландийәниң һәрбий парахоти
доклатта русийәниң җазаланған неفит парахотилири җасус дронларниң һәркити мәлум қилинған мәзгилдә әнглийә вә فрансийәдики сәзгүр орунларниң әтрапида байқалған. тәһлилчиләрниң қаришичә, бу парахотлар « Orlan-10» ға охшаш уруш дронлирини тошиши мумкин, бу дронларниң мусаписи 300 милдин ашидиған болуп русийәниң парахотлири хәлқаралиқ су тәвәликидә йаки ават сода линийәлиридә турғанда җасуслуқ вәзиписини иҗра қилишиға шараит йаритип бериду.
русийә контроллуқидики территорийәләрдә истиҗбарап уруши кәскинлишиватқан болуп, русийә فедератсийә бихәтәрлик идариси (FSB) йеқинда қиримда украинаға җасуслуқ қилиш билән әйибләнгән икки кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилди. бу кишиләр русийә һәрбий қисимлири вә қирим көврүкидин өтидиған пойизларниң вақит җәдвили тоғрисида учур топлаш билән әйибләнгән.
һәммидин бәк кишиләрниң диққитини тартқини, натодин мустәққил өзиниң армийсини қуруш йолида илгирләватқан йаврупаниң русийәниң йаврупаниң киндикидики җасуслуқ паалийәтлирини бир йерим йилғичә байқалмаслиқидур. әң ахирида байқиған тәрәпму йаврупа әмәс бәлки нато тәрәп болған. бу һәркәт йаврупаниң русийә алдида нә қәдәр аҗиз орунда икәнлики, натодин айрилишниң унчә тиз болалмайдиғанлиқини көрситиду. бу доклат дәл әнқәрәдә нато йиғини йеқинлап қалған вақитта елан қилинған болуп, бу мәсилә йиғинда тәпсилий музакирә қилиниши вә нато қайтидин йаврупада күчлиниши мумкин.
трамп путин билән окраийна урушни тохтитиш үчүн көрүшти
трамп путин билән узун телеفон сөһбити өткүзгән. кримил сарийи трампниң русийә президентиға украинадики урушни ахирлаштурушниң йолини тепишқа йардәм беришни халайдиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди. иккәйлән йәнә түркийәдә өткүзүлмәкчи болған нато башлиқлар йиғинини музакирә қилди. володимир зеленский өзиниңму трамп билән сөзләшкәнликини, һәмдә униңға «америка ирадиси» билән тинчлиқниң «һәқиқий истиқбали» барлиқини ейтқан.
бу җәрйанда, украина қисимлири шәнбә күни узун мусапилик учқучисиз айропилан һуҗуми арқилиқ сант петербургдики неفит әслиһәлиригә зәрбә бәрди. әмма зийанниң интайин аз болған. шуниң билән бир вақитта, украина қораллиқ қисимлири русийәниң донетсик районидики костийантинивка шәһирини ишғал қилдуқ дегән хәвирини рәт қилди. бу шәһәр русийәниң илгирилишини тосуп турған мудапиә линийәсиниң бир қисмини тәшкил қилиду.
хитай әң көп мәбләғни биразилийәгә салмақта
биразилийә рәсмий һалда хитай йуқири техникилиқ капитали үчүн дунйадики әң алдинқи нишанларниң биригә айланди. хитай дөләт һалқиған ширкәтлири адәттики биразилийәликләрниң күндилик турмушиға, санаәт ул әслиһәлиригә вә малийә системисиға тез сүрәттә сиңип кирмәктә.
хитай маркилири биразилийәдә һәммә йәргә тарқалмақта. бай биразилийәликләр BYD ишләпчиқарған аптомобилларни һәйдәйду, хуавей (Huawei) телеفонлирини ишлитиду, хәйсенс (Hisense) телевизорлирини көриду,хитайниң 99 Food тамақ йәткүзүш әпи арқилиқ тамақ заказ қилиду һәмдә Shopee торида мал сетивалиду.
йеқинда хитай аптомобил ширкити гели (Geely) даңлиқ биразилйә пирограммиси «чоң ака биразилийә» (Big Brother Brasil) ни иқтисади җәһәттин қоллиған. гелий (Geely) ширкити йәнә биразилийәниң җәнубида завути бар болған ренолт биразилийә (Renault Brazil) ширкитиниң 26% пай чикини сетивалған. чери (Chery) болса өзиниң йуқири дәриҗилик дала машинилирини (SUV) тәшвиқ қилиш үчүн артис бруна маркузин (Bruna Marquezine) билән 10 милйон риал (тәхминән 2 милйон америка доллири) лиқ тохтам имзалиған. авғустта, хитайниң чаңчиң аптомобил ширкити (GWM) илгири мерсидис-бениз ширкитигә тәвә болған бир завутта ишләпчиқиришни башлиған.
BYD ширкити болса өз машинилирини икки аммибаб телевизийә тийатирида көрситиш үчүн пул төлигән , һәмдә актиплиқ билән биразилийә ишчилар синипиға қарита «електронлуқ машинилар пәқәт бай кишиләр үчүнла әмәс» дегән қарашқа қайил қилишни мәқсәт қилған еланларни ишлимәктә. өктәбирдә, BYD биразилийәниң шималидики илгирики فорд завутиниң орнида өзиниң асийа сиртидики әң чоң завути болған 1 милйард долларлиқ завутни ачқан.
әмма, тез кеңийиш еғир кишилик һоқуқ тосалғулириға дуч кәлди. 2024-йили, биразилийә сақчилири BYD ниң баһийә (Bahia) завутини қурушқа елип келингән, әмма кейин начар, қулларчә шараитта ташлап қойулған 160 тин артуқ мааши төвән хитай ишчини қутқузувалған. BYD болса мәсулийәтни һөддигәргә иттирип қойуп, шуниңдин кейин ишләш шараитини түзәткәнликини оттуриға қойған.
америка кархана тәтқиқат орни вә хитай-биразилийә сода кеңиши топлиған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай ширкәтлири 2025-йилиниң өзидила биразилийәгә кәм дегәндә 6 милйард доллар мәбләғ салған. бу һәйран қаларлиқ рәқәм хитайниң барлиқ чоң типтики чәтәл мәбләғлириниң %10 тин көпрәкини егәлләйдикән. бу хитай капиталиниң башқа һәр қандақ чәтәлгә салған мәблиғидин ешип кәткәнликини билдүриду.
адәттики биразилийәликләрниңму хитайға болған қизғинлиқини ашмақта. улар хитайни барғансери дунйадики әң йуқири техника күчи дәп қаримақта. лондондики мәслиһәт бериш ширкити Public First елип барған бир рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, биразилийәликләрниң йеримиға йеқини хитайни сүний идрак саһәсидә дунйаға йетәкчилик қиливатиду дәп қарайду, буниңға селиштурғанда америкини алдида дәп қарайдиғанлар 39% ни тәшкил қилиду.
трамп хитай ширкәтлирини қоғлап, уларниң техника вә әслиһәлирини елип қалмақта
пүтүн америка миқйасида, хитай ширкәтлири пакиз енергийә мүлүклирини әрзан баһада сетивәтмәктә . 2025-йилидин буйан, хитайниң америкидики 9 милйард долларға йеқин қайта һасил болидиған енергийә мәблиғи әмәлдин қалдурулған, тохтитип қойулған йаки йәрлик мәбләғ салғучиларға сетиветилгән. һалбуки 2022 вә 2023-йиллири бу сан нөл иди бир сетивалғучиниң ейтишичә, бәзи мүлүкләр 40% кичә етибар баһада сетилған. бу сетип чиқириш долқуни өткән йили трамп йолға қойған пакиз енергийә саһәсидики хитай тәсирини тазилашни мәхсәд қилған истратигийәниң нәтиҗиси иди. америкилиқ мәбләғ салғучилар кәсип йетәкчилиридин мүлүкләрни талишип сетивелиш арқилиқ туйуқсиз кәлгән пайдидин бәһримән болмақта.
җо байдин һөкүмити йолға қойған батарейә вә қуйаш енергийиси мүлүклиригә берилидиған сехий толуқлима йардәмләр сәвәбидин америка алаһидә җәлп қилиш күчигә игә болған вә хитай ширкәтлири йешил енергийә түрлиригә 15.5 милйард доллар мәбләғ салған. әмма трамп «бир чоң гүзәл қанун лайиһәси (One Big Beautiful Bill Act) 2025-йили ийулда мақулланғандин буйан, хитай билән алақиси бар ширкәтләрниң толуқлима йардәмгә еришиши чәкләнгән.
хитайниң қуйаш енергийиси вә батарейә ширкәтлири иран, шималий корейә вә росийә ширкәтлири билән охшаш категорийәгә чүшүрлгән болуп бир завутта хитай ширкитиниң пейи 25% тин ешип кәтмәслики, завут хитайниң техникисиға тайанмаслиқи, хитай тәминлигүчиләрдин сетивалған ишләпчиқириш материйаллириниң қиммити умумий керәклик материйаллар қиммитиниң 50% дин көп болмаслиқи бәлгәнкән. бу нисбәт 2030-йили 15% кә чүшүрүлидикән.
қанун өзгириши нәтиҗисидә, нәччә милйард долларлиқ мүлүк, техника вә тәҗрибиләр америкилиқ мәбләғ салғучиларға өтмәктә. америка ширкити корниң (Corning) өткән йили аризонадики 2 гигаватлиқ қуйаш енергийиси модули завутини ашкариланмиған баһада сетивалған. бовәй 5-айда шималий каролинадики йеңи 3 гигаватлиқ завутини 254 милйон долларға сетвәткән болуп, бу баһа қурулуш тәннәрхидин 15% төвән. җинко солар (Jinko Solar) فлоридадики 2 гигаватлиқ қуйаш енергийиси әслиһәсиниң 75% ни америка мәбләғ салғучиси FH Capital ға сатқан. хитай күнтахта магнати тирина солар (Trina Solar) болса 2024-йили далласта қурған , 1200 ишчи вә бир қисим заманиви машина адәмләр күнигә 20 миң қуйаш енергийиси тахтиси ишләпчиқиридиған (бу америка омумий мәһсулат миқдариниң ондин биригә тоғра келиду) , завутни тиҗарәт башлап бир қанчә күндин кейинла сетивәткән.
буниңға қарита хитайниң чәтәлдики мәбләғлирини қоғдашқа аит йеңи қаидиләр 1-ийулдин башлап күчкә игә болди. булар техника експортини чәкләшниму өз ичигә алиду. бу тәдбирләр йәнә чәтәл һөкүмәтлири қолланған «кәмситиш характерлик тәдбирләр»гә қарита өч елишни мәхсәд қилиду.
әмма һазир хитай тәминләш зәнҗиридин айрилиш һәр қандақ саһәдә қийин икән. пакиз ениргийә техника саһәсидә, хитайдин қечип қутулуш мумкин әмәс дейәрлик. чүнки хитай қуйаш енергийиси тахтисиниң асаслиқ хам әшйаси болған полисиликон (көп кристаллиқ силитсий) ниң пүтүн дунйадики миқдариниң 95% ни ишләпчиқириду. «иқтисадшунас (The Economist) билән сөһбәтләшкән мәбләғ салғучилар полисиликон материйаллириниң әмди нәдин келидиғанлиқини ейтишни рәт қилған.
сүрийә ташқи ишлар министириниң ливан зийарити сүрийәниң һезбуллаһқа қарши һәркәт қолланмайдиғанлиқини көрсәткән
сүрийә ташқи ишлар министири әсәд әл-шәйбани ливанға иккинчи қетимлиқ рәсмий зийарәттә болди. униң бейрутқа қилған тунҗи қетимлиқ сәпиригә охшимайдиғини, бу қетимлиқ зийарәт парламент башлиқи, амал һәрикитиниң рәһбири вә һизбуллаһниң әң йеқин сийасий иттипақдиши нәбиһ берре билән көрүшүшти.
бу учришиш америка пирезиденти трампниң сүрийәдин һизбуллаһни «бир тәрәп қилишни» тәләп қилиши мумкинлики тоғрисидики талаш-тартишлиқ байанатлиридин кейин бәргән. трамп NBC ниң программисида сүрийәниң һизбуллаһқа қарши техиму «ениқ нишанлиқ» усулни қоллинишқа чақирған вә шарани махтиған вә сүрийә пирезидентиниң бу җәһәттә«йардәм қилишни бәк халайдиғанлиқини» америкиниң бу җәһәттә йардәм берәләйдиғанлиқини тилға алған. 16-ийун فрансийәдә өткүзүлгән йәттә дөләт гуруһи (G7) башлиқлар йиғинида мухбирларға техиму очуқ гәп қилип «мән исраилийәгә һизбуллаһни сүрийәниң бир тәрәп қилишиға қойуп беришни тәклип бәрдим, чүнки растини ейтсам, мениңчә улар бу ишни техиму йахши қилалайду» дегән.
әтиси трамп шара билән һизбуллаһ мәсилисини шәхсий музакирә қилғанлиқини дәлиллигән, әмма сүрийә пирезидентиниң һәрикәт қоллинишқа қошулған-қошулмиғанлиқини ейтишни рәт қилған.бу тәкрарланған сөзләр ливанда вашингтонниң сүрийәни тоқунушқа сөрәп кирип, һизбуллаһқа қарши йеңи فронт ечишқа урунуватқанлиқиға болған әндишиләрни күчәйтивәткән. шәйбани билән берре оттурисидики 45 минутлуқ шәхсий учришишта бу әндишиләр тәпсилий музакирә қилинған.
зийарәт җәрйанида шәйбани билән көрүшкән ливанниң бир йуқири дәриҗилик әмәлдари «бу зийарәт ливанни хатирҗәм қилиш вә америка тәрәп түрткә болуватқан һәрбий мудахилә еһтималлиқи һәққидики әндишиләрни пәсәйтиш үчүн интайин зөрүр иди» дегән.
сүрийәниң һезбуллаһқа тутқан позитсийәси һәққидә соралғанда, сүрийә ташқи ишлар министири: «әгәр дөләт мәнпәәти һизбуллаһ билән көрүшүшни тәләп қилса, биз буниңға тәййармиз» дегән. әһмәд шараму илгири әгәр диалог икки дөләтниң мәнпәәтигә уйғун кәлсә, сүрийәниң һизбуллаһни өз ичигә алған барлиқ ливан тәрәплири билән алақә қилишқа тәййар икәнликини ейтқан.
сүрийә тәрәпниң ашкара сигналлириға әгишип, һизбуллаһниң сүрийә йеңи даирилиригә тутқан тилиму тәдриҗий йумшиған. һизбуллаһ баш катипи наим қасим дәмәшиқ билән болған мунасивәттә йеңи сәһипә ечишқа бир қанчә қетим чақириқ қилған болса һизбуллаһниң йуқири дәриҗилик әмәлдари нәваف мусәвиму сүрийә пирезидентини ашкара һалда «әһмәд әлшәрә қериндишимиз» дәп атиған.
учришиш әһвалидин хәвәрдар бир мәнбәниң ейтишичә, сүрийә ташқи ишлар министири парламент башлиқиға сүрийәниң һизбуллаһқа қарши һәрбий җәһәттин мудахилә қилиш тоғрисида америкиниң күчлүк бесимиға дуч келиватқанлиқини ейтқан. шәйбани һизбуллаһниң дәмәшиқниң бу бесимға қарши турушиға йардәм бериш үчүн йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмигәнликидин әпсуслинидиғанлиқини билдүргән. болупму техичә сүрийә дөлитиниң әмәлий контроллуқиниң сиртида қалған талаш-тартиштики чегра районлирида һизбуллаһниң базилири барлиқи мәсилисини оттуриға қойған.шәйбани берреға бу базиларниң контроллуқини ливан армийәсигә өткүзүп беришниң җиддийликни азайтишқа йардәм беридиғанлиқини вә һәрбий һәрикәт тәрәпдарлириниң асаслиқ баһанилириниң бирини йоққа чиқиридиғанлиқини ейтқан.
у беррениң дәсләптә икки тәрәп оттурисида васитичи болуп беришини тәклип қилған.шәйбани: «сүрийә мәмурийити сүнний-шиә җиддийликиниң күчийип кетишини халимайду, чүнки бу район техиму көп қан төкүлүшигә бәрдашлиқ берәлмәйду. әгәр силәр мәғлуп болсаңлар, биз силәр билән биллә мәғлуп болимиз. биз буни халимаймиз» дегән.
әһмәд шара илгири 21-ийун «әл-мәшһәд» телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, трампниң сөзлириниң хата чүшинилгәнликини, сүрийә армийәсиниң «әтә әтигәндила» ливанға киридиғанлиқини көрсәтмәйдиғанлиқини ейтқан. у йәнә гәрчә һизбуллаһ ички уруш мәзгилидә әсәдни қоллиғанлиқи сәвәбидин қалған «чоңқур җараһити» болсиму ни тәсвирлигән болсиму, дәмәшиқниң һизбуллаһ билән көрүшүшкә тәййар икәнликини билдүргән.
ливан үчүн ейтқанда, бу зийарәт сүрийә йеңи һөкүмитиниң ливанға һәрбий җәһәттин мудахилә қилиш арқилиқ йуқиридики бесимға җаваб қайтуруш нийити йоқлуқини йәнә бир қетим җәзмләштүргән.
сүрийә пирезиденти даңлиқ артис розинани парламент әзаси қилип тәйинлиди
гүзәллик дунйасидин сийасий саһәгә қәдәм қойуш йеңилиқ әмәс, әмма бу қетим уруш вәйран қилған сүрийәниң сийаситидә бир зор һәйран қаларлиқ иш йүз бәрди. сүрийәниң һазирқи пирезиденти әһмәд әлшәрә оттура шәрқтики даңлиқ артис 36 йашлиқ розина лазканини дөләтниң йеңи парламентиниң биваситә әзаси қилип тәйинлиди.
сүрийә асасий қануниға асасән, пирезидент 70 парламент әзасини биваситә көрситиш һоқуқиға игә.комитетниң йуқири дәриҗилик әмәлдари муһәммәд таһа әл әһмәд дәмәшиқтә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, бу 70 кишиниң парламент хизмитини көп хиллаштуруш вә охшимиған кәсиптики тәҗрибилик кишиләрни өз ичигә елиш үчүн талланғанлиқини ейтти.мәмурийәттә айалларниң һоқуқ-мәнпәәтигә капаләтлик қилиш үчүн, пирезидент көрсәткән 70 әза ичигә розинани өз ичигә алған җәмий 15 айал (нисбити %21.4) киргүзүлгән.
розина лазкани оттура шәрқ тамашша дунйасидики даңлиқ исим. сүрийәниң һама шәһиридә туғулған розина тийатир кәспидә оқуған. у әслидә алий тийатир сәнәт институтида сәһнә лайиһиләш кәспидә оқуған вә 2013-йили тунҗи қетим телевизийә екранида көрүнгән. шуниңдин кейин, у у бир-биридин надир сүрийә вә әрәб телевизийә тийатирлирида рол елип, тамашибинларниң қәлбидин йүксәк орун алған. болупму у мәшһур «әлһәйбә» телевизийә тийатиридики образи билән дунйаниң йуқири баһасиға еришкән вә уни шөһрәтниң чоққисиға чиқарған.
оттура шәрқ сийасий анализчилириниң қаришичә, әһмәд шараниң тамашша дунйасидики мушундақ даңлиқ бир чолпанни парламентқа елип келиш арқилиқ, йашлар җәмийити вә мәдәнийәт саһәсиниң қоллишиға еришишкә вә сүрийәни җәмийәтниң һәммә қатлиминиң мәнпәтигә вәкиллик қилидиған вә һичқандақ гуруппини чәткә қақмайдиған һәқиқий димгратик дөләт қилип қуруп чиқишқа тиришмақта.
пакистанниң қоллишида талибанға қарши йеңи қораллиқ гуруп қурулған
2026-йили 16-майда аفғанистан дөләт муһапизәтчилири فронти (AGNF) дәп аталған талибанларға қарши йеңи бир қораллиқ тәшкилат оттуриға чиққан. бу гуруппиниң тәркиби пүтүнләй дегүдәк сабиқ аفғанистан дөләтлик сақчи вә аفғанистан йәрлик сақчи хадимлиридин тәркип тапқан болуп, тәхминән 25,000 әтрапида киши һазир пакистанда һәрбий мәшиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән. мәлуматларға қариғанда, пакистан армийиси (ISI) вә истихбарат идариси бу гурупни тәрбийәләш, қоралландуруш вә тәшкилләшкә мәсул шундақла уларни йетәкчилик, әшйа обороти вә мәхпий һәрикәт йоллири билән тәминләйду. AGNF ниң ашкарә учурлирида униң һәрикәтлириниң мәқсити «аفғанистанниң мустәқиллиқини қоғдаш» вә талибанларниң һөкүмранлиқиға қарши туруш икәнлики оттуриға қойулған.
