чин шихуаң хитайда 500 йил әтрапида давамлашқан бөлүнмичилик вә қанлиқ қирғинчлиқиқа миладидин бурунқи 221-йили пүтүн бәгликләрни йоқ қилиш арқилиқ хатимә бәрди. чин сулалиси рәқиблирини йоқ қилиш үчүн қанунчи сийасәт пәлсәписи (法家) әгәшкән болуп, җәрйандин бәкрәк нәтиҗигә әһмийәт беридиған, хәлқни қаттиқ җазалаш арқилиқ қорқутуш вә вәһимә пәйда қилиш билән башқурдиған бир система бәрпа қилған. бу системиниң әң мәшһур шуарлиридин бири «қанун у қәдәр үнүмлүк ишлисунки, хәлқ йахши күн көрүшни ойлаш бир тәрәптә турсун, җазаланмиғанлиқиға хушал болидиған болсун» дин ибарәт. йәни хәлқ һөкүмдарниң қолидики мал йаки машина, қанун болса падишаһқа дегинни қилдуршта ишлтидиған қорал иди. чин сулалиси залимлиқта у қәдәр учиға чиққанки, у қуруп чиққан система хитайлар тәрипидин бирдәк мустәбитлик дәп итрап қилинған.
лийубаң (хән гавзу) шийаңйүгә әгишип чин сулалисигә қарши исйан қилди. иккәйлән бирликтә чин һакимйтини йоқатқандин кийн лийубаң шийаңйүгә асийлиқ қилип уни мәғлуп қилип хән сулалисини қуриду. гәрчә мустәбитликтә чин сулалисдин қелишмисиму, шундақла чин сулалисдин түзүм җәһәттә бәк көп нәрсини алған болсиму өзлирини улардин пәрқлиқ қилиш үчүн хуаң – лав» тәриқити дәйдиған лавзичилиқниң пирагматист нусхиси болған бир башқуруш пәлсәписигә әгәшти. бу вақитқичә куңзичилиқни һичқандақ һөкүмдар йақтурмиған болуп, куңзичиларни қуруқ гәп қилиштин, иш үгитип әхлақ тәрғип қилиштин башқиға йаримайду, дәп һакимийәткә йеқин кәлтүрмигән иди. мәсилән урушқақ бәгликләр дәвридә куңзи пүтүн бәгликләрни кезип вәз-нәсиһәт қилған болсиму әгәшкән адими аран 70 нәччә болған. бу һаләтни куңзичиларниң әң чоң рәқиби болған қанунчилар һәммә йәрдә мәсхирә қилип йүргән. чин сулалиси вақитида куңзичилиқ пүтүнләй чәкләнгән вә куңзичи талиплар тирик көйдүрүлгән. хән сулалисиниң қурғучиси лийубаң болса бир қетим бир куңзичи өлима униңға дөләт башқуруш һәққидә гәп қилғанда өлиманиң қалпиқини бешидин елип униңға кичик тәрәт қилиду, вә бу арқилиқ куңзичиларға болған позитсийсини көрситиду.
кийн лийубаң сарайни башқурушта қийлинип қалиду. сәвәби униң вәзир вә гинраллири әйни вақитта униң билән йезида биллә чоң болған ит өлтүрдиған, ишәк бақидиған вә чошқа боғузлайдиған әл-ағийниллири болғачқа униңға бир һөкүмдарға муамилә қилғандәк муамилә қилмайду. әксичә уни ағийниси йаки акиси қатарида муамилә қилиду; униң мүрисигә шаплақлап, гәплирини бәк аңлап кәтмәйду. мәс болуп қалғанда бир бири билән урушуп, сарайниң түврүклирини қилч-пичақлар билән кисип арам бәрмәйду. буларни күзитип кәлгән шусүнтуң исмлик куңзичи хитай лийубаңға « җаһанни ат қилч билән алғили болған билән ат-қилч билән сориғили болмайду. куңзичлиқ шәһәр алалмиған билән шәһәрни башқуралайду. сизгә биз лазим» дәйду. лийубаң « сән бу қалайимқанчилиқларни түзәлисәң, мән силәрни ишлтимән» дәйду. шусүнтуң шәндуңдин бир түркүм куңзичи талипларни ордиға йиғиду вә бирликтә вәзир – вузураларға сарайда «олтуруп- қопушни» өгитиду. падишаһ вә вәзир арсдики пәрқ вә бу пәрққә асасән шәкилләнгән салам-саәтләрдин тәлим бериду. буйсунмиғанларни қаттиқ җазалайду. шундақ қилип узақ өтмәй сарайда тәртип шәкиллиниду. лийубаң падишаһ болуш сүпити билән зор һөрмәт-икрамға еришиду, һичким униңға чақчақ қилалмайду…. буларни көргән лийубаң «мән үзүмни әмди падишаһтәк һис қиливатимән» дәйду вә куңзичиларни сарайда әтварлап ишлтиду. шундақтиму хән сулалиси йәнила пүтүнләй көңзичилиқни сийасий доктрин қилип тиклимәйду.
лийубаң өлүм униң нәвриси хән җиңди дәвридә һакимйәт йәнила «хуаң-лав тәлимати» билән башқурулатти , әмма коңзичилиқму зор тәсир күчкә игә болған иди. әйни вақитта бу икки еқим оттурсида күчлүк риқабәт болуп даим бир-биригә қарши муназиригә чүшәтти. бир қетим куңзичи йүән гушиң билән лавзичи хуаң шең «һөкүмдарға исйан қилишқа боламду-болмамду?» дегән темида муназиригә чүшиду. бу муназирә падишаһ хән җиңдиниң һузурида елип берилған болуп падишаһму қулақ селип аңлайду.
куңзичлар шаң сулалсинип падишаһи шаңтаң билән җу сулалисиниң падишаһи җу вуни « тәңриниң ирадисигә вәкиллик қилип залим һөкүмдар шийа җйе билән шаңҗуни өлтүрүп хәлққә амәт елип кәлди; улар залимларни җазалиған шуңа бу тәңриниң йоли вә хәлқниң арзусиға уйғун» дәп қарайду. бу муназирә дәл бу һәқтә болуп лавзичи хуаң шең бу қарашни рәт қилиду. у « бу иккәйлән тәңриниң ирадисигә әмәл қилғанлар әмәс, бәлки падишаһни өлтүргән , һөкүмдарға асийлиқ қилған қарақчилар» дегән қарашни илгири сүриду.
йүән гушең буни аңлап мундақ соал сорайду: « әйни вақитта шйа җйе билән шаң җу хәлқниң ишәнчисидин қалған залим падишаһлар иди, дунйадики һәммә адәм улардин наһайити нәпрәтлинәтти. таң билән ву икки җәмәт дунйа хәлқиниң арзусиға уйғунлишип, тәңриниң ирадисигә хәлқни башлап залим падишаһларни ағдуруп ташлиди, бу наһайити улуғ иш, буни қандақму асийлиқ қилиш дегили болсун?» дәп суал қойиду.
хуаң шең җаваб берип: «бундақ қарашқа болмайду. биз «тәбиәтниң йолға әгишиш» (顺其自然) ни унутмаслиқимиз керәк, дунйадики барлиқ шәйиләрниң өзигә хас тәбиий үстүн-төвәнлик тәртипи вә орни болиду. мәсилән, қалпақ вә айағни мисалға алайли. қалпақ һәрқанчә кона болсму пәқәт башқа кийилиду;уни конирап кәтти дәп путқа кейивалғили болмайду. айағ һәр қанчә йеңи болсиму пәқәт путқа кийилиду; йеңикән, чирайлиқкән дәп башқа кәйгили болмайду. бу логика падишаһ билән қол астидикиләр ( вәзирләр вә хәлқ дегәндәкләр) оттурисидики мунасивәткә охшайду. һөкүмран һәр қанчә залим болған тәқдирдиму, у йәнила һөкүмран; вәзир һәр қанчә қабилийәтлик болсиму йәнила вәзир. худди йиртиқ қалпақниң йәнила башта, йеңи айағниң йәнила путниң астида болуши керәкликигә охшаш, вәзир билән падишаһниң өзигә лайиқ орни бар . шаң таң билән җу ву бу логикини чүшәнмәй, өзни әрдәмлик дәп қарап һөкүмранға җаза йүрүши қилди. әҗиба бу бу йуқириға асийлиқ қилип қалаймиқанчилиқ чиқарғанлиқ, асйилиқ қилғанлиқ әмәсму?» дәп сорайду.
бу чағда, йүән гушең «әгәр иш сән дегәндәк болидиған болса, ундақта әйни йили бизниң улуғ һөкүмдаримиз хән гавзу алийлири (лйу баң) ниң залим чин сулалисини ағдуруп, бүйүк хән ханиданлиқини қурғанлиқиға қандақ қараш керәк? хән гавзу алийлириму һөкүмранға асийлиқ қилип қалаймиқанчилиқ чиқарғучи қарақчиму?» дәйду.
хуаңшиңму бош кәлмәй « синиңчә болғанда йәнә бирлири чиқип әрдәм вә әхлақ даваси қилип, бүйүк хән ханиданлиқимизға қарши исйан қилса тәңриниң йолини тутқан болидикәндә?» дәп сорайду.
бу чағда һәммәйлән бу муназирини диққәт билән аңлап олтурған хән җиңдиға қаришиду. падишаһ раһәтсиз болуп олтуралмай қеливататти. чүнки талишватқини бәк сәзгүр мәсилә иди . әгәр хуаң шеңниң дегини тоғра дәй десә, бу униң бовиси лйу баңниң чин сулалисигә исйан қилғанлиқи сәвәбидин, қурған һакимийтниң қануний асасиниң йоқлуқини, хән сулалисиниң «асийлар» тәрипидин қурулғанлиқини етирап қилғанға баравәр болиду; әгәр йүән гушеңниң дегини тоғра дәй десә, һөкүмранға қарши исйан көтүрүш тоғра дәп етирап қилған, шундақла кейин башқиларму лйу җәмәти қурған хән һакимийитигә қарши исйан көтүрсә болиду,дегән қарашни тәстиқлиған болатти.
ахирида, хән җиңди мундақ дәйду: «гөш йегәндә ат җигирини йемисәң (қәдимки хитайлар ат җигирини зәһәрлик, көп йесә адәм өлиду дәп қарайдикән),хәқ сени тәм тетшни билмәйдикән демәйду; илим тәһсил қилғанда «һөкүмдарни ағдуруп ташлаш тоғриму-хатаму» дегән темини муназирә қилмисаң хәқ сени дөткән демәйду. җаһанда муназирә қилидиған шунчә җиқ нәрсә турса бундақ сәзгүр темини талишип немә қилисиләр?»
хән җиңди өзини икки тәрәптин бирини таллашқа мәҗбур дәп қаримиди .әксичә, тактика билән бу муназирини мәҗбурий тохтатти. шундақла бәзи мәсилләрниң «чәкләнгән район» икәнликини билдүрүди.
бу муназирә хитай тарихидики муһим вәқәләрниң бири болуп хитай сийаситини чүшиниш, һакимийәт йаки һөкүмдар билән хәлқ оттурсидики болупму зийали билән һакимийәт оттурсидики мунасивәтни билвелишта әйнәклик рол ойнайду. сима чйән «тарихий хатириләр»дә бу вәқәни «шуниңдин кейин алимлар һакимийәтниң алмишиши вә хақанни өлтүрүш мәсилисини очуқ-ашкара сөзләшкә җүрәт қилалмиди» шәклидә хатирлигән. йәни һакимийәт билән зийалийлар арсида қизил сизиқлар пәйда болди вә хитай зийалийлири қанчилик қабилийәтлик болуп кәтсун, һәқиқәтчи қанчилик дәриҗидә көрүп йәтсун, һакимийәтни вә падишаһни тәниқид қилиштин болупму һакимийәтниң қанунийлиқини инкар қилиштин вә уни ағдуруп ташлашни тәрғип қилиштин өзини тартти. улар хитай емперийә систиемисиниң йардәмчилиригә айланди. бу сәвәбтин йаврупа билән асасий җәһәттин охшаш дәврдә башланған тарих мусаписидә йаврупалиқлар қәдимки җумһурийәт, бирләшкән рим емпирийәси, чиркав билән فиодал падишаһларниң һәмкарлишишидики дин билән сийасәт бирләшкән сийасий түзүм, рөнесанс, җумһурийәт вә либрал җумһурийәт қатарлиқ бир қатар җәрйанни бесип өтүп инсанниң әркинликини тәрғип қилидиған, һөкүмәтләрни хәлқ үчүн хизмәт қилдурдиған димкратик системини бәрпа қилди.
хитайлар болса, миладийдин бурунқи 3-әсирдә (чин сулалиси дәвридә) бәрпа қилинған һоқуқ мәркәзгә мәркәзләшкән, хәлқни һакимийәт, дөләт йаки падишаһ үчүн хизмәт қилдурдиған, диктатур түзүмдин көп өзгәрмди. емпирийә дәвридики куңзичи йаки башқа еқимдики талиплар вә минго , шундақла компартийә дәвридики хитай зийалийлири қизил сизиқлардин өтүшни тәрғип қилип бақмиди. улартарихта нурғун ислаһатларни елип барди әмма мәхсәд диктатур систиминиң техму узун мәзгил өмүр сүрши вә мукәммәллишиши болди. бүгүнки хитай зийалийлириму хән җиңди ейтқандәк « җаһандики нурғун мәсилләрни талаш-тартиш қилиду», әмма һакимийәт һәққидә муназирә қилмайду. шуңа һакимийәт мустәбит һалитини 2500 йилдин бери сақлап кәлмәктә.
шундақтиму, бир мәслини пәқәт бирла тәрәптин тәһилил қилғили болмайду. йәнә бир тәрәптин тәһилил қилғанда һәқиқәтән муназирә қилғанда «һөкүмдарни ағдуруп ташлаш тоғриму-хатаму» дегәнгә охшап кеитидиған, «қизил сизиқ» характирлик темиларни; йаки җавабини дунйада һичким берәлмәйдиған, илмий җәһәттин испатлиғили болмайдиған мәсилиләрни талаш-тариш қилмиғанға илим әһли зийали йаки моллилар дөт болуп қалмайду. бәзи мәсилләрни талаш-тартиш қилиш охшимиған заман вә маканға иһтийаҗлиқ болуши мумкин, шундақла билимисму, имлий җәһәттин мумкин болмисиму һәр бир суалниң (муһим болған тәқдирдиму) чоқум җавабини беримән дейиш учиға чиққан аткачилиқ вә әхмәқлиқ болуп һисаблинду. чүнки инсан һәддини билиши, өзиниң немини билип, немини билмәйдиғанлиқини билиши, қайиси саһәдә оқуп қайси саһәгә алақидар мәсилләргә кириватқанлиқини билиши лазим.
