росийә билән талибан совет иттипақи аفғанистандин чекинип чиқип тәхминән 3 йилдин кийн , тунҗи рәсмий мудапиә келишимини имзалиди. талибанниң қурулуш мәхсди русларни (әйни вақиттики совит иттипақиға) аفғанистандин қоғлап чиқириш иди. әмма бүгүнки сийасий вәзийәт талибанни ата мирас дүшмни русийәниң алдиға бихәтәрлик келишими имзалашқа, мундақчә қилип ейтқанда, өзлири қоғлап чиқириш үчүн 10 йилға йеқин уруш қилған русларниң тәсир күчини қайтидин башлап киришкә мәҗбурлимақта. бу мәҗбурлинишниң арқисда аفғанистанда мурәккәплишиватқан бир қатар сийасий вәзийәт, болупму даиш хорасан (ISIS-K) тәһдиди болуп, талибан һөкүмити русийәниң қорал-йарақ йардимигә еришиш арқилиқ контроллуқини күчәйтишни мәхсәд қилмақта.
1979-йили 12-айда, совет қошунлири бир аفғанистан коммунистик һөкүмитини ағдуруп ташлап, уни сәл пәрқлиқ биригә алмаштуруш үчүн аفғанистанға кирди. совет армийәси қоллашни тезликтә күчәйтип чиқип кетишни пиланлиған болсиму, америка йошурун қоралландурған муҗаһидлар билән узунға созулған тоқунушқа петип қалди. аридин 10 йилға йеқин вақит өтүп совет армийәси чекинишкә мәҗбур болди. урушта тәхминән 1 милйон аفғанистан пуқраси вә 15,000 совет әскири өлгән, аفғанистанниң ул әслиһәлири болса харабиликкә айланди. бир нәччә йил ичидә, аفғанистанда совет иттипақи қоллиған аفғанистан демократик җумһурийити пүтүнләй йимирилди; русийәдә болса совет иттипақиниң өзиму шундақ қисмәткә дучар болди. уларниң орниға талибанлар вә русийә فедератсийәси кәлди.
1979-1989-йиллири совет иттипақи җәң қилған муҗаһидлар бүгүнки күндә аفғанистанни башқуруватқан талибанлар билән охшаш әмәс; шундақла, киремилда һөкүмранлиқ қиливатқан һөкүмәтму совет әмәс, русийәдур. лекин әгәр сиз бир муҗаһидқа вә бир совет әскиригә уларниң из басар тәшкилатлириниң рәһбәрлик қатлиминиң кәлгүси йилларда достанә мунасивәттин қурдиғанлиқини ейтқан болсиңиз, бу бәлким һәр иккилисини һәйран қалдурған болар иди.
әмма риал сийасәт вә хәлқара мунасивәтниң ишләш пиринсиплири буниңға һәйран қалмайду, бәлки әсли қаидиниң мана мошундақ болидиғанлиқини тәкитләйду. дост вә дүшмәнлик вақитлиқ болиду, мәнпәт өзгәргәндә һәммә нәрсә өзгириду.
1989- йили 15-فеврал , совет иттипақиниң әң ахирқи қошуни аفғанистандин чиқип кәтти. аридин 37 йилдин көпрәк вақит өткәндин кейин, 2026-йили 27-май күни, талибанниң қурғучиси молла муһәммәд өмәрниң оғли молла муһәммәд йақуб росийә бихәтәрлик кеңишиниң катипи сергей шойгу билән қарму-қарши олтуруп һәрбий-техника һәмкарлиқ келишими имзалиди. украина таҗавузчилиқиға рәһбәрлик қилған, кейин бихәтәрлик кеңишигә йөткәлгән сергей шойгу росийәгә вакалитән имза қойди. талибанниң мувәққәт мудапиә вәзири, молла өмәрниң оғли молла муһәммәд йақуб аفғанистан ислам әмирликигә вакалитән имза қойди. росийә дөләтлик агентлиқи интерفакс (Interfax) алди билән имза қойулғанлиқини җәзмләштүрди; талибан мудапиә министирлиқи учришишни җәзмләштүргән болсиму, һөҗҗәт һәққидә көп тохталмиди. һөҗҗәтниң толуқ текисти елан қилинмиди.
шундақтиму билинигән учурларға асасланғанда келишим немиләрни өз ичигә алиду?
кейинки күнләрдә, росийәниң аفғанистан ишлири бойичә алаһидә вәкили замир кабулов келишимниң асаслиқ нишаниниң аفғанистан искилатлирида туруп қалған совет вә росийә йасиған һәрбий җабдуқларни ремонт қилиш вә әслигә кәлтүрүш икәнликини ейтқан. росийәниң аفғанистандики сода мәркизигә мәсул рустәм хабибуллин «Tatar-Inform» ға бәргән байанатида техиму ениқ тохталған: татарстан ширкәтлири талибанниң 100 дин артуқ Mi-17 типлиқ тик учар айропилани, 30 миңдин артуқ KamAZ йүк машиниси вә 2000 ға йеқин башқа росийәдә ишләнгән еғир типтики машиниларни техникилиқ мулазимәт билән тәминләйдиған болуп, бу җәрйанда тәрбийәләш мәркәзлири вә капаләтлик мулазимәт әслиһәлири қурулушиму күнтәртиптә бар.
молла муһәммәд йақуб қайтип кәлгәндин кейин кабул айродромида мухбирларға байанат берип, келишимниң даирисини таррақ қилип көрсәткән. у: «өзүңлар көрүп турғандәк, аفғанистанда росийәниң тик учар вә айропиланлирини өз ичигә алған нурғун қораллири бар, улар ремонт қилишқа моһтаҗ. бу җабдуқларни нормал ишлитиш үчүн, биз бу қоралларни ишләпчиқарған дөләтләр билән келишим имзалашқа мәҗбурмиз» дегән.
росийә немә үчүн талибан билән болған мунасивитини қойуқлаштуриду?
москваниң мәйданидики бу өзгириш бу йил май ейида башланғини йоқ. талибанлар ғәлбә қилғандин кейин, русийә тезла улар билән болған мунасивитини күчәйтишкә киришти. кейинки йилларда, талибан вәкиллири бәзидә «русийә давоси» дәп атилидиған сант петербург хәлқара иқтисад мунбиригә қатнишишқа изчил тәклип қилинди. 2022-йили, украинаға қилинған кәң көләмлик таҗавузчилиқтин кейин ембарголар русийәни хәлқара пул-муамилә системисидин үзүп ташлиғанда, киремил аفғанистанға буғдай, неفит вә тәбиий газ сетиш үчүн (нисбәтән) муһим болған сода келишими түзди.
бу тәрәққийатлардин кийн путин 2024-йилила талибанни «террорлуққа қарши туруштики иттипақдаш» дәп атиған иди.росийә алий сот мәһкимиси 2025-йили апрелда талибанни чәкләнгән террорлуқ тәшкилатлири тизимликидин чиқиривәтти. ( хитай талибан рәһбәрлирини рәсмий қобул қилиш арқилиқ вастилиқ итрап қилған тунҗи дөләт болуп қалғандин кейин) 2025-йили ийулда, росийә аفғанистан ислам әмирликини рәсмий етирап қилған тунҗи дөләт болуп қалди. бу тәрәққийатлар рамкисдин қариғанда, 2026- йили майдики келишими болса аллиқачан әслигә кәлгән сийасий мунасивәтниң үстигә қошулған йеңи бир тәрәққийаттур.
O.P. Jindal глобал университетидин татийана белоусова вә рагав шарма «асийа бихәтәрлик вә хәлқара ишлар жорнили» үчүн тәййарлиған йеқинқи тәтқиқатида, бу җәрйанни «пайдичипрагматисит реализм» (pragmatic realism) дәп тәсвирлигән. ташқи ишлар вәзири сергей лавров болса 2024-йили өктәбирдики алтинчи нөвәтлик москва فормати мәслиһәт йиғинида росийәниң йеңи позитсийисини «һазирқи аفғанистан һөкүмити билән әмәлийәтчил диалогни сақлаш» дәп ипадилиди.
бу йәрдә русийә үчүн аفғанистан талибан һөкүмитини қоллишиниң асаслиқ сәвәби даишниң райондики тармиқи болған «ислам дөлити- хорасан вилайити» йаки «даиш хорасан» икәнлики мәлум. 2024-йили, ислам дөлити-хорасан вилайити (ISIS-K) ниң москва районидики бир консерт залиға қилған һуҗумида 149 адәм қаза қилғандин кейин, путин талибанларни «террорлуққа қарши туруштики иттипақдашлар» дәп тәсвирлигән һәмдә уларни толуқ етирап қилиш вә рәсмий шериклик мунасивити орнитиш нийитини билдүргән. чүнки даиш хорасан һәм русийәниң һәм талибан һөкүмитиниң ортақ дүшмини.
14-май бишкәктә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бихәтәрлик кеңиши башлиқлири йиғинида, шойгу аفғанистанда йәнила 20 дин артуқ қораллиқ гуруппиға тәвә 18 миңдин 23 миңғичә җәңчиниң барлиқини ейтқан. росийәниң қаришичә, «даиш хорасан »ниң адәм санини 3000 әтрапида. москва бу тәшкилат тәрипидин 2024-йили мартта елип берилған қанлиқ һоҗумни унтуп қалғини йоқ.
даиш хорасан (ISIS-K) һәққидә
даиш хорасан 2015-йили даишниң байанатчиси әбу муһәммәд әладнаниң “хорасан вилайити” қурулғанлиқини елан қилиши билән рәсмий ашкариланған. бу гуруппа пакистан талибанлири (TTP) , әлқаидә вә талибанниң сабиқ әзалиридин тәшкилләнгән болуп, улар ирақ вә сүрийәдики даиш рәһбәрликигә бәйәт қилған. униң тунҗи рәһбири пакистанлиқ вә сабиқ TTP қомандани һапиз сәид хан.
түркийә милли истихбарат академийси 2024- йили даиш хорасан һәққидә тәпсилий бир доклат елан қилған болуп, бу доклатқа асасланғанда, бу тәшкилат « сәләفий-тәкفири идийәси» гә әгәшкән болуп, ислам динини тар, чәткә қақидиған шәкилдә чүшәндүриду. өзиниң бу идидийсигә әгәшмигәнләрни “муртәд” йаки “капир” дәп атайду. “хорасан” дегән нам һазирқи иран, түркмәнистан, өзбекистан, таҗикистан вә аفғанистанниң бир қисим җайлирини өз ичигә алған тарихий районни көрситиду . тәшкилат бу намни өз күчини вә мәвҗудийтини сирлиқ вә әпсанивийлаштуруш вә кәң җуғрапийәлик һоқуқ тәләп қилиш үчүн ишлитиду, тәшкилат қазақистандин сириланкағичә, малдивидин хитайғичә созулған «дунйави хәлипилик» қурушни нишан қилиду.
асаслиқ күч болған ирақ вә сүрийәдики даиш йемирилгәндин кийн даиш хорасан даишниң йәр шари истратегийәсидики муһим мәркәзгә айланди. гәрчә у мәркәзләшкән қатламлиқ түзүмни сақлап қалған болсиму, әмма талибан вә хәлқара күчләрниң күчлүк террорлуққа қарши туруш бесимида һайат қелиш үчүн «һүҗәйрә қурулмиси» (cellular structure) қолланмақта. йәни тарқақ җайларда кичик һаләттә, әмма бири – бири билән алақә қилған шәкилдә мәвҗут болуп туруш истратигйисини қолланмақта. гуруппиниң рәһбәрлик қатлими асаслиқи пакистанлиқ пәштунлардин тәркиб тапқан, әмма униң әзалири барғансери көп хиллашқан болуп, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ оттура асийа дөләтлиридин көплигән әзалири бар.
даиш хорасанниң мәшғулат истратегийәси террорлуқ пәйда қилиш вә район характерлик һөкүмәтләрниң, болупму талибанниң қанунлуқ орниға хирис қилиш үчүн лайиһәләнгән , хәлқни қорқутидиған вә адәм өлүш-йарилиниш нисбити йуқири һуҗумларға мәркәзләшкән. улар адәттә мәктәп, дохтурхана, той вә диний мурасимларға охшаш йумшақ нишанларға һоҗум қилиду. уларниң «хорасан авази» намида гезити болуп дунйадики техиму көп кишигә йитип бериш үчүн тәшвиқат вә хәвәрлирини инглизчә, парсчә, өзбекчә вә русчә қатарлиқ көп хил тилларда елан қилиду.
даиш хурасан оттура асийа, җәнубий асийа вә униң сиртидики нурғун дөләтләрни дүшмән дәп елан қилған болуп бу дөләтләр «тарихий хорасан райони» ичидики аفғанистан, пакистан, түркмәнистан, таҗикистан, өзбекистан вә ирандин сирит йәнә русийә, түркийә, америка, хитай, йавропа дөләтлири, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә исраилийәниму өз ичигә алиду. тәшкилат алаһидә һалда түркийәниң асасий қанун қиммәт қариши, секүләр вә демократик қурулмиси һәмдә рәһбәрлик қатлимиға қарши . бу тәшкилатқа қарши актип көрәш қиливатқан дөләтләр болса түркийә, аفғанистан талибан һөкүмити, америка, пакистан вә русийәдур. шундақла оттура асйадики 5 дөләт бу тәшкилатни әң чоң терор тәһдиди дәп қарайду.
уйғурлар билән болған мунасивити
мәзкур доклатта көрситилишичә, даиш хорасан, уйғурлар уларниң асаслиқ нишанлириниң бири болуп, тәшкилатиға әкириш үчүн актиплиқ билән һәркәт қилиду. гуруппа уйғурларниң хитайда дуч кәлгән зулумлиридин пайдилинип, уларни аилисидикиләр билән бирликтә тәшкилатқа қатнишишқа үндәйду. тәшвиқатлирида мәхсус уйғурларни (таҗиклар билән бирликтә) нишанлап, уларни әң “чәткә қеқилған вә аҗиз” хәлқ сүпитидә тәсвирләйду.
уларниң тәшвиқати уйғурларниң миллий йаки етник кимликини елип ташлашни мәқсәт қилиған болуп, милләтчиликни “җаһилийәт” (наданлиқ) дәвриниң қалдуқи дәп атайду. униң орниға, уйғурларни өзлириниң сепигә қошулуш үчүн “һиҗрәт” қилишқа илһамландуриду вә даиш хорасан өзлири изаһлиған диний кимлики даирисидә йеңи бир һайатқа вәдә бериду. мәнбәләрдә нөвәттә бу гуруппида қанчилик уйғур барлиқи һәққидә ениқ бир сан йоқ. пәқәт уйғурларниңму бу тәшкилат ичидә барлиқи вә муһим қобул қилиш нишани икәнликини һәққидә учурлар мәвҗут.
талибан һакимийти мана мошундақ ич сийасәт, пакситан билән болған здийәт (бу айрим тема), чәтәл күчлириниң сиңип кириши қатарлиқ түрүлүк қийн мәсилләргә дуч кәлгәндин кейин русийә билән мудапиә келишими түзүш үчүн мусковаға барған. һәмкарлиқ асасән риал сийасәтни чиқиш қилған болуп, русийәниң оттура асийадики тәсирини кеңәйтиш вә русийә билән талибанларниң ортақ дүшмини болған даиш хорасанға қарши туруш арзуси үстигә қурулған.
русийәниң кона рәқиби талибан билән һәмкарлишишиниң 2-сәвәби болса америка чекингәндин кейин қалған бошлуқтур. бу бошлуқ бир тәрәптин америка кәткәндин кийнки бихәтәрлик бошлуқини үстигә елишқа мәҗбур болушни көрситиду. америка нимила дегән билән бу райунниң бихәтәрликигә мәсул иди. америка кәткәндин кийн буни өз үстигә алайдиған русийәдин башқа дөләт йоқ. хитайниң болса бу җәһәттин һәм тәҗрибиси йоқ, һәм хитай бундақ бир мәсулийәтни өз үстигә елишни халимайду. чүнки хитай райунлуқ йаки дунйави «сақчи» лиқни пайдисиз артуқ йүк дәп қарайду. әмма мәнпәтигә уйғун кәлгәндә иқтисади вә истихбарат җәһәттин арлишиду.
йәнә бир тәрәптин болса русийә талибан билән йеқинлишиш арқилиқ өзиниң тәсир күчини кеңәйтишни вә башқа бир дөләтниң бу райунға кәлтүрмәсликини нишан қилиду. гәрчә хитай билән русийә ғәрбкә қарши иттпақдаш болсиму, асийада болупму оттура асийада риқабәтчидур. русийә иқтисади җәһәттин хитай билән риқабәтлишәлмәйдиғанлиқини билип болди. әмма һәрбий җәһәттин оттура асйада йәнила русийә күчлүк орунда. шуңа русийә бу җәһәттин бу йәрдики дөләтләр үстидин үстүнлүк қуруши шундақла хитайниң күчини бу райунда тәңпуңлаштуруши керәк.
бу җәһәттә, русийә америкидин йәнила әнсирәйду. русийә үчүн америка бу райунға қайтип кәлмисә йахши. шойгу йеқинқиңйақи үчинчи дөләтниң һәрбий ул әслиһәлириниң аفғанистанға қайтип келишини қобул қилғили болмайдиғанлиқини агаһландурмақта. русийә 2025-йили өктәбирдә аفғанистандики башқа дөләтләрниң һәрбий мәвҗутлуққа қарши қаттиқ байанат елан қилған болуп, бу әйни вақитта трампниң бағрам авиатсийә базисини қайтурувелиш қизиқишиға қайтурулған инкас дәп қаралған. буниң мәниси наһайити аддий: аفғанистанда башқа һечким һәрбий база қуралмайду, әмма москва бу бошлуқни толдуриду.
талибан бу һәмкарлиқтин немигә еришиду?
кабул үчүн һесабат наһайити аддий. бу келишим талибанниң 2021-йилидин буйан б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси билән түзгән тунҗи мудапиә келишимидур. атлантик окйан кеңишиниң тәтқиқатчиси һәмид һакиминиң қаришичә, буниң символлуқ әһмийити талибанниң «сиртқи қануний инавитини дава қилишиға вә ички җәмийәт пикиригә тәсир көрситидиған тәшвиқат пурсити йаритишиға» йол ачидикән.
бу йәнә техиму әмәлий мәнпәәтләрниму елип келиду. аفғанистан армийисидин қалған җабдуқларниң көпинчиси, җумлидин Mi-17 вә Mi-24 тик учарлири, T-55 вә T-62 танкилири, шундақла BMP-1 вә BMP-2 пийадә әскәрләр җәң машинилири совет вә росийәниң ишләпчиқириш линийәлиригә тутишиду. хәвәрләргә қариғанда, буларниң көпинчиси конирап кәткән йаки ишлимәйдиған болуп қалған, ғәрбтин болса запчас тепиш мумкинчилики йоқ. әсли ишләпчиқарғучи дөләт, йәни русийә ремонт қилишниң бирдинбир әмәлий мәнбәсидур.
шундақла, башта тилға алғандәк, русийәниң тәсир күчини аفғанистанға башлап кириш хитай вә пакситанниң тәсирини тәңпуңлаштурғили болиду. бундақ болғанда талибан һакимийти иқтисад вә бихәтәрлик қатарлиқ һәл қилғуч мәсилләрдә хитайғила тайинип қалидиған һаләттин қутулиду. русийәниң әскири, истихбарат вә дипломатийә күчи болса һазирғичә толуқ һакимийтини қуралмиған, ташқи күчләрниң күчлүк тәсири сиңип киривалған аفғанистанниң бихәтәрлики үчүн толиму муһим.
пакистан үчүн истратегийәлик мәғлубийәт
бу келишим пакистанға әң қаттиқ зәрбә болди. пакистан он нәччә йил вақит сәрп қилип аفғанистанда «истратегийәлик чоңқурлуқ» йаритишқа тиришти, бу доктрин аفғанистанни тәсир астиға елиш арқилиқ пүтүн зеһнини һиндистанға мәркәзләштүрүшни мәқсәт қилған иди. талибанниң 2021-йили қайтип келиши әслидә бу доктринниң ғәлибиси дәп қаралған иди.
әмма әһвал әксичә болди. талибан пакистан хәлқаралиқ чегра сүпитидә көрүп кәлгән дуранд линийисини етирап қилишни рәт қилди. пакистан талибанлири (TTP) аفғанистан земинидин пайдилинип пакистанға бир қатар һуҗумларни қилди, аفғанистан талибанлири болса уларға қарши кәскин тәдбир қоллинишни халимиди. молла йақуб 30-май кабулда туруп, у росийә билән түзүлгән келишимниң пат йеқинда иҗра қилинидиғанлиқини ейтти вә йеқин кәлгүсидә «пакистанниң аفғанистан земиниға қайта һуҗум қилишқа җүрәт қилалмаслиқиға капаләтлик қилимиз» дәп агаһландурди; бу пакистанниң өткән бир йилда аفғанистан чегра өлкилиригә қилған һава вә ракета һуҗумлириға қаритилған иди.
исмини ашкарилимиған икки пакистан бихәтәрлик әмәлдари бу тәһдиткә рәддийә бәргән. улар росийә келишиминиң пакистанниң кәлгүсидә «террорлуқ лагерлирини нишанлиған һава һуҗумлирини» тохтитип қалалмайдиғанлиқини ейтти. исламабадтики дөләтлик пән-техника университетиниң хәлқара мунасивәтләр йардәмчи проفессори гүлайшә батти бу келишимни асасән символлуқ дәп қариған вә йақубниң сөзини кабулниң росийә һава мудапиә системисиға еһтийаҗлиқ икәнликиниң бир бешарити дәп чүшәнди.
у росийәниң һазир украинаниң чоң көләмлик учқучисиз айропилан һуҗумлириға тақабил туруватқанлиқини, шуңа «росийә йаки башқа бирәр дунйа күчиниң кабулниң еһтийаҗини қандуралайдиған артуқчә иқтидари йоқлиқини» көрсәтти. йақубниң айродромдики байанатидин икки күн кейин, исламабад вә хитай аفғанистанда паалийәт қиливатқан қораллиқ гуруппиларға қарши йеңи һәмкарлиқ пиланини елан қилған.
һәқиқәтән дейилгәндәк, русийә һазир окраийанада уруш патқиқиға петип қалди. әмма аفғанистандики вәзийәт русийәниң дөләт мәнпәтигә бивастә тәсир көрситиду. русийә шундақла хитай үчүн аفғанистанни кимниң башқуруши муһим әмәс, муһим болғини қандақ башқуруши вә аفғанистанниң муқумлиқи. чүнки даиш оттура шәрқтә асасән йоқ қилинди. шуниңдин кейин даиш хорасан пат-пат бир қатар терорлуқ һоҗумлири арқилиқ өзиниң мәвҗутлиқини көрситип келиватиду. аفғанистанниң ичидики қораллиқ күчләрниң талибанға толуқ бойсунмаслиқи, башқа дөләтләрниң сиңип кириши вә талибанниң заманиви дөләт қуруш идиологийси вә қабилийәттин мәһрум болуши, бу райунни хәтәрлик райунға айландуруп қойуши муһим. оттура асийадики бәш дөләтниң һәр қандақ бири муқумсизлиққа дуч кәлсә бу русийәниң мәнпәтини зийанға учуртиду. оттура асийа русийәниң арқа һойлиси вә бихәтәрлик қалиқинидур, аفғанистан болса йошурун бихәтәрлик тәһдиди шәкилләндүрдиған дөләт. шуңа русийә аفғанстан вәзийтигә йүксәк дәриҗидә көңүл болиду. русийә-аفғанистан арсидики мана бу ортақ мәвҗутлуқ тәһдиди, бир замандики өз-ара «қәбиһ дүшмәнләр» ни иттипақдашқа айландурди.
бу йәрдики йәнә бир муһим мәсилә даиш хорасанниң уйғурларни өзиниң тәшкилатиға қетишни күчәп тәшвиқ қилишидур. даишниң он нәччә йил җәрйанида пүтүн дунйа бойичә инсанларниң еңиға қезивәткән сәлби образи уйғурларниң бу тәшкилатқа қандақ позитсийә тутушни муһим әһмийәткә егә қилиду. йәнә келип оттура асийа дөләтлири вә русийәниңму бу тәшкилатни бирнҗи дәриҗилик терорлуқ тәһдиди дәп қараватқанлиқини нәзәргә алғанда, бу мәсилиниң толиму зил вә иһтийат қилишқа тегишлик мәсилә икәнликидә гәп йоқ.
пайдиланған мәнбәләр:
Firstpost. (2026). Afghanistan’s Taliban and Russia Sign Military Pact; What it Means | Vantage on Firstpost | 4K [Video]. YouTube.
Hoge, E. (2025, July 15). The Awkward History of Russia’s Recent Recognition of the Taliban. Lawfare.
India’s World. (2026, June 6). Why Has Russia Embraced the Taliban? Moscow’s Kabul Pivot, Explained. India’s World.
Jalal, M. F. (2026, June 9). The Taliban, Russia, and the Future of Relations with America. Hasht-e Subh.
Millî İstihbarat Akademisi. (2024, May 17). Terörizmle Mücadele ve Türkiye: DEAŞ/Horasan Yapılanması [Report]. https://mia.edu.tr/uploads/f/17052024_2.pdf
