иран билән америка оттурсида келишим имзаланди
17-ийун кечидә, америка пирезиденти трамп (версалда) билән иран пирезиденти мәсуд пезешкийан (иранда) давамлишиватқан урушни тохтитип туруш үчүн14 маддилиқ келишимнамә имзалиди. иқтисадшунас журнилиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишчә, бу 47 йиллиқ дүшмәнликтин кейинки икки дөләт оттурисидики тунҗи келишим болуп, нойабирдики америка оттура мәзгиллик сайлимидин бурун райондики бомбардиманни вақитлиқ тохтитиш вә бензин баһасини төвәнлитишни мәқсәт қилиған.
келишимниң конкрет маддилириға асасән, һормуз боғузи қайта ечилиду һәмдә икки дөләт иранниң йадро пиланини чәкләйдиған ахирқи келишим һәққидә сөһбәтлишиш үчүн 60 күнлүк сүлһигә қәдәм қойиду. униң бәдилигә, иран неفит експортидики муһим җазалар кәчүрүм қилинду вә иранниң тоңлитилған милйардлиған мүлки қойуп берилиду.
шундақтиму бу келишимләрниң тәпсилатлири мүҗмәл вә талаш-тартишлиқ. америка әгәр иран кейинки 60 күн ичидә бәзи вәдиләрни орундиса, андин иранниң мүлкини әркин қойуветидиғанлиқини тәкитлимәктә. әмма бу «бәзи вәдиләр» ниң немә икәнликини һечким ениқ ейтип берәлмәйду. буниңдин башқа, келишмдә америка парс қолтуқдики әрәб шериклири билән бирликтә «кәм дегәндә 300 милйард доллар» лиқ қайта қуруш فонди тилға елинған. әмма парс қолтуқи әмәлдарлири өзлирини бомбардиман қилған бир дөләткә пул селишқа һечқандақ қизиқмайдиғанлиқини ейтишмақта. шундақла қиззиқарлиқ болғини, трамп америка бу пулни чиқармайду, дегән.
трамп үчүн муһим болғини иран һәргиз йадро бомбиси йасимайдиғанлиқиға вәдә бәргән. бу вәдини трамп ғәлбә дәп тәшвиқ қилиду вә өзигә қаритилған тәниқидләргә қарши ишлтиду. әмма,мутәхәссисләр иранниң уран қойуқландурушиға җәзмләштүргили болидиған, мәңгүлүк чәклимә қойулмиса, бу назук келишимниң ахирида узун муддәтлик тинчлиқ әмәс, бәлки вақитлиқ арам елиш ролини ойнайдиғанлиқини һәққидә илгири сүрмәктә.
келишим лайиһәсидә ливандики урушни тохтитиш тәләп қилинған болсиму, әмма буниң зади немидин дерәк беридиғанлиқи ениқ әмәс. америкиниң йерусалемдики баш әлчиси майк хаккабиниң ейтишичә, бу келшим һизбуллаһни өз ичигә алмайду. тутмайдикән вә исраилийәниң җәнубий ливандин әскәр чекиндүрүшини тәләп қилмайду.
окраийна урушида йәнила русийә үстүнлүкни егәллимәктә
2026-йили 15-ийун дүшәнбә күни, русийә окраийна пайтәхти кийев вә шәрқ шималдики харкивға 611 данә учқучисиз айропилан вә 70 данә башқурулидиған бомба билән һоҗум қилди. русийәниң кәскинлишватқан һава һәрикити улар дуч кәлгән қуруқлуқтики еғир аҗизлиқлардин келип чиққан. 2025-йилиниң ахиридин башлап, украинаниң учқучисиз айропилан қисимлири русийәниң қуруқлуқ қисимлириға еғир зәрбә бәргән. җәң мәйданидики бу хораш русийәниң пийадә әскәрлириниң илгирилишини үнүмлүк тосуп,истратегийисини өзгәртишкә мәҗбур қилған.
русийә баллистик бомба җәһәттә үстүнлүккә егә болуп украина һәрбий ахбарат бөлүминиң мөлчәрлишичә, москва тәрәп пәқәт мушу йилниң өзидила тәхминән 700 данә «искәндәр» намлиқ қуруқлуқтин қойуп берилидиған баллистик бомба, 60 данә айропиландин қойуп берилидиған «кинҗал» авиатсийә баллистик бомбиси вә 30 данә «зиркон» аваздин тез қанатлиқ башқурулидиған бомба ишләпчиқарған.
башқурулидиған бомба қәһәтчиликигә дуч кәлгән украина, тәминат линийилирини нишан қилған узун мусапилик, йерим аптоматлашқан дрон һуҗумини алдинқи орунға қоймақта, бу һуҗумлар қиримда бензин қислиқини кәлтүрүп чиқиришта мувәппәқийәт қазанди вә 6-айниң бешида сант петербург портиға зәрбә бәрди. әмма, бу мәшғулатларниң үнүми интайин төвән болуп, мувәппәқийәт нисбити аран %2 тин %35 кичә болмақта.
мудапиә җәһәттә, украина адәттики учқучисиз айропилан вә башқурулидиған бомбиларниң %90 тини тосуп қалалисиму , әмма, илғар баллистик бомбиларни тосуш йәнила мәғлубийәтлик җәң болуп қалмақта, йеқиндин бери русийәниң тез сүрәтлик бомбилириниң тәхминән үчтин икки қисми окраийна мудапиә линийисидин өтүп кәткән. украинаниң бирдинбир ишәнчлик қалқини америкида ишләнгән патриот (Patriot) системисидур. әмма иран уруши сәвәбидин техиму кәскинләшкән патриот тосуш бомбилириниң йәршари характерлик қислиқи окраийнани русийәниң һоҗумини тосйалмас һалға чүшүрүп қоймақта.
зеленский украинаниң өзиниң баллистик башқурулдиған бомибисини синақ қилишқа «наһайити йеқинлап қалғанлиқини» ейтти. шундақтиму русийәниң үстүнлүки давам қилмақта. һәтта 10-айдин бурун, йеңи бир әвлад тез сүрәтлик, реактип маторлуқ, хитай моторлуқ шаһид учқучисиз айропиланлири русийә һава әтритиниң %80 ни тәшкил қилидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.
трамп русийәгә қарши имбаргони қоллиди
йәттә дөләт гуруһи йиғинида тәрәпләр украйнаниң территорийә пүтүнликини толуқ қоллайдиғанлиқини билдүрүп, русийәгә техиму көп җаза йүргүзүшкә вәдә беридиған байанат елан қилди. трамп бу байанатни қоллиди. فрансийәниң көл бойидики евийан-лес-байнис дәм елиш орнида өткүзүлгән башлиқлар йиғиниға қатнашқан тирамп , зелениски билән болған көрүшүшини «наһайити йахши» дәп тәсвирлиди. америка пирезиденти: «русийә бир келишим түзүши керәк, мән буниң үчүн қолумдин кәлгәнниң һәммисини қилимән» дегән.
йаврупа парламинти ақин гүрләккә кишилик һоқуқ җазаси қоллинишни тәләп қилди
йавропа парламенти чаршәнбә күни түркийә әдлийә министири ақин гүрләккә қарита кишилик һоқуқ җазасини ойлишишқа чақирилған бир доклатни қобул қилди. қанун турғузғучилар ситрасбургдики омумий йиғин мәзгилидә, 107 гә қарши 381 аваз билән бу қарарни тәстиқлиди.йавропа иттипақиниң кишилик һоқуқ җаза системисидики тәдбирләр сайаһәт чәклимиси, мүлүкни тоңлитиш вә йавропа иттипақи пуқралири вә ширкәтлириниң тизимликкә киргүзүлгән кишигә пул йаки башқа иқтисадий мәнбәләр билән тәминлишини мәни қилишни өз ичигә алиду. йавропа парламенти доклатида йавропа иттипақидики мал-мүлүкләрни тоңлитишни өз ичигә алған тәдбирләрни ойлишишни алаһидә тәләп қилған.
гүрләк 2024-йили өктәбирдин башлап, президент әрдоған уни 2026-йили فевралда әдлийә министири қилип тәйинлигүчә истанбул баш тәптиши болуп вәзипә өтигән. у баш тәптиш болған мәзгилдә, униң ишханиси истанбул шәһәр башлиқи әкрәм имамоғли вә асаслиқ өктичи партийә җумһурийәт хәлқ партийиси (CHP) ниң башқа әзалирини тәкшүрүшкә рәһбәрлик қилған.
әрдоғанниң асаслиқ сийасий риқабәтчиси дәп қаралған имамоғлу 2025-йили марттин башлап сотни күтүп түрмидә йатмақта. у вә җумһурийәт хәлқ партийиси (CHP) өзлиригә қойулған җинайи әйибләшләрни рәт қилди вә бу тәкшүрүшләрниң мәқсити әрдоғанниң риқабәтчилирини сийасәттин чәткә қеқиш икәнликини билдүрди.
әмма аваз бериш рәсмий җаза йүргүзгәнлик болмайду. шуңа бу қарар мәҗбурлаш күчигә игә әмәс, һәмдә гүрләкни йавропа иттипақиниң җаза тизимликигә киргүзмәйду.тизимликкә киргүзүш үчүн иттипақниң 27 әза дөлитигә вакаләтчилик қилидиған йавропа иттипақи кеңишиниң айрим қарар чиқириши тәләп қилиниду.
доклатни тәййарлиған испанийәлик парламент әзаси вә йавропа парламентиниң түркийә ишлири бойичә даимий доклатчиси начо санчез амор түркийә һөкүмитини әдлийәни сийасий мәқсәтләр үчүн ишлитиш билән әйиблигән. у җумһурийәт хәлқ партийиси (CHP) вә униң рәһбәрликини нишан қилған сот тәртиплирини сийасий көп хиллиқ вә қанунниң үстүнлүкигә зийан йәткүзүлгәнликиниң дәлили дегән.
түркийә һөкүмити сот мәһкимилирини контрол қилидиғанлиқи һәққидики әйибләшләрни рәт қилди вә әдлийәниң мустәқиллиқини тәкитлигән. гүрләк түркийә әдлийәсигә бесим ишлитиш урунушлириниң мәғлуп болидиғанлиқини ейтти. адаләт вә тәрәққийат партийиси (AKP) ниң байанатчиси өмәр чәликму бу тәклипни әйибләп, йавропа парламент әзалирини түркийәниң бир министирини нишанға алди дәп әйиблиди.
сүрийә иран уршида папда алған дөләт болуп қалди
әһмәд шара рәһбәрликидики йеңи сүрийә һакимийити иран урушиниң күтүлмигән иқтисадий мәнпәәтдариға айланди. һормуз боғузиниң тақилишидин кейин, дунйадики алтинчи чоң неفит ишләпчиқарғучи дөләт болған ирақ, ниفит сақлаш баклериниң толуп кетиши сәвәбидин, 3-айда ишләпчиқиришни %80 қисқартишқа мәҗбур болди. қоршавни айлинип өтүш вә күнигә 4 милйон туңлуқ муһим неفитни йөткәш үчүн, ирақниң дөләт игиликидики SOMO ширкити үч әшйа оборот ширкитини тәклип қилип, йеңидин ечилған әл-валид чөл өткили арқилиқ айда 650,000 тонна неفитни биваситә сүрийәниң оттура деңиз қирғиқиға тошутмақта.
ирақниң шиәләр контроллуқидики һөкүмити билән сүрийәниң һакимийәт йүргүзүватқан сүнний һакимийәт оттурисидики чоңқур тарихий вә мәзһәп җедәллиригә болсиму, сода реаллиқи ғәлибә қилди. күнигә 1000 дин артуқ ирақ йүк машиниси 860 километирлиқ йолни бесип, банйас терминалиға қарап ақмақта. ирақ тошап кәткән ниفит искилатлирини бошитиш арқилиқ иқтисади қиммәт йаратқан болса сүрийә һөкүмитиму күнигә 1 милйондин 2 милйон долларғичә өтүш вә қоғдаш һәққигә еришмәктә вә өзиниң електр истансилирини йеқилғу билән тәминләш имканийтигә егә болмақта.
бәлуҗистан қораллиқ күчлири билән пакистан талибанлири иттипақ қурғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2- ийун күни, пакистан талибанлири (TTP) һәрбий комитети аفғанистанниң ғәрбий җәнубида бәлуҗистан азадлиқ армийиси (BLA) ниң пидайилар биригадиси — мәҗид биригадисиниң рәһбири қомандан бәшир зәб билән көрүшкән. 24-майдики қанлиқ вәқәдин бир нәччә күн кейин өткүзүлгән бу көрүшүш, қораллиқ тәшкилатлар һәмкарлиқиниң хәтәрлик дәриҗидә күчәйгәнликидин бешарәт бәрмәктә. хәвәрләргә қариғанда, икки гуруппа пакистан армийисигә қарши кәң көләмлик маслаштурулған һуҗумларни елип бериш, шундақла хәйбер пантонхва вә бәлуҗистандики земин контроллуқини кеңәйтиш пиланини музакирә қилған. уларниң күнтәртипи йеңи мәшиқ лагерлирини қуруш, чегра һалқиған торни күчәйтиш һәмдә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә адәм әткәсчилики арқилиқ пул мәнбәсини көп хиллаштурушни өз ичигә алған.
пакистанниң иранға қарши қораллиқ гуруппа «җундуллаһ»ни қайта җанландурушқа урунмақта
йеқинқи ахбаратларға қариғанда, пакистанниң илгири иранға қарши исйанчилиқ һәрикәтлиридә актип болған қораллиқ гуруппа «җундуллаһ»ни қайта җанландурушқа урунуватқанлиқи мәлум болған. мәзкур гуруппиниң аفғанистанниң һелманд өлкисидики бәһрамчә чегра районлирида һәрикәт қиливатқанлиқи, у йәрдә кәң көләмлик мәшиқ лагерлирини қурғанлиқи ейтилмақта. мәлуматларда җундуллаһниң қорал-йарағ вә тойота һилкс аптомобиллири билән тәминләнгәнлики, буниң униң йөткилишчанлиқини вә җәңгиварлиқини ашурғанлиқи дәва қилинған.
гуруппиниң һәрикәт мәқсити иранниң систан вә белуҗистан өлкисидики һуҗумларға қаритилғандәк көрүниду, бу район аллибурун исйанчиларниң сиңип киришигә вә мәзһәп турақсизлиқиға асан пурсәт йаритип беридиған җай һесаблиниду. бу тәрәққийат вакаләтлик урушниң қәстән күчәйтиливатқанлиқидин бешарәт бериду; пакистан қораллиқ күчләр арқилиқ теһранға бесим ишлитиш билән бир вақитта, аفғанистанниң аҗиз җәнубий ғәрбий чегра райониниң вәзийитини қаймуқтурмақта.
буниң истратегийәлик тәсири чоңқур: иран чегра бихәтәрликини вә йошурун тақабил туруш тәдбирлирини күчәйтиши мумкин, аفғанистан болса қайтидин чеградин һалқиған қораллиқ һәрикәтләрниң базисиға айлинип қелиш хәвпигә дуч кәлмәктә. бу қайта җанлиниш үч дөләт чегра райониниң давамлишиватқан турақсизлиқини вә техиму кәң көләмлик район характерлик тоқунушқа айлинип кетиш еһтималлиқини гәвдиләндүрүп бериду.
пакистанда хитай вә пакистан армийсигә қарши қораллиқ гурупплар бирлишиши мумкин
бәзи мәхпий учурлар пакистандики қораллиқ гуруппилар вәзийитиниң зор бир бурулуш нуқтисида туруватқан болуши мумкинликидин бешарәт бәрмәктә. һаفиз гүл баһадур (HGB) тори ичидики мәнбәләрниң хәвәр қилишичә, 2026-йили ийул ейида бәлуҗистанда «иттиһадул муслимин» (мусулманлар иттипақи) дәп атилидиған бир йиғин өткүзүшкә тәййарлиқ көрүлмәктә. бу йиғинға һаفиз гүл баһадур тори билән мунасивәтлик гуруппилар, җүмлидин «җәйши өмәр карвини» вә «әл-бәдр истишһади» (пидайилар) баталийони билән бирликтә бәлуҗистан азадлиқ армийәси (BLA) вә бәлуҗистан азадлиқ فронти (BLF) ға охшаш бөлгүнчи гуруппиларниңму җәм болидиғанлиқи елгири сүрүлмәктә.
пиланлиниватқан » йиғин пәқәт бир тактикилиқ маслишишла әмәс, бәлки бир идийәви бирликкә вә киллик қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. тәшкиллигүчиләр диний қанунлуққа тайиниш арқилиқ, тәсир даирисини кеңәйтишни вә адәттә өзара пәрқлиқ болған қораллиқ еқимлар оттурисидики һәмкарлиқни қанунлаштурушни мәқсәт қилиду, дәп қаралмақта. анализчилар әгәр бу иттипақ реаллиққа айланса, бу пакистандики он йилдин артуқ вақит ичидә көрүлгән әң чоң қораллиқ бирлишиш болуп қалидиғанлиқи һәққидә агаһландурмақта.
бәзи ахбаратларға қариғанда рәсмий бир келишим икки асаслиқ нишанға қарита уруш елан қилидиған бирләшмә байанатқа елип келиши мумкин. бу икки нишан 1) пакистан армийәси вә 2) бәлуҗистанниң канчилиқ вә ул әслиһә саһәлиридә паалийәт қиливатқан хитай ширкәтлиридин ибарәт.
хәвәрләргә қариғанда, 2026-йили йанварда әл-бәдр истишһади баталийони хитай мәбләғ салғучилириға агаһландуруш берип, муқим миқдарда қоғдаш пули тәләп қилған. әгәр тәләпләр рәт қилинса, пидайилар һуҗуми вә аптомобил бомба һуҗумлирини өз ичигә алған һәркәт пиланлириниң түзүлгәнлики қәйит қилинмақта.
тәһрики талибан пакистан (TTP) аллибурун бәлүҗистан бөлгүнчилик һәрикитигә идийәви җәһәттин мәдәт бәрди. 2025-йили нойабирда, униң мәркизи кеңиши бәлуҗистан азадлиқ армийәсиниң қозғилиңини «қанунлуқ» вә «шәрий» дәп елан қилған, һәтта бәлуҗистан азадлиқ армийәсиниң пидайи һуҗумчилирини «өз земинини қоғдаватқан шеһитлар» дәп тәсвирлиди. көзәткүчүләрниң қәйт қилишичә, бу қоллаш бөлгүнчи гуруппиларни риғбәтләндүргән вә гуруппилар ара техиму чоңқур алақини асанлаштурған болуши мумкин.
