трамп билән иран йәнә бир-биригә охшимайдиған байанат бәрди.
трамп иҗтимаий таратқуларда иран билән болидиған тинчлиқ келишиминиң йәкшәнбә күни имзалинидиғанлиқини илан қилди. у бу келишимниң һормуз боғузини «һәммәйлән»гә ачидиғанлиқини вә иранниң йадро қораллирини сетивелиш йаки тәрәққий қилдурушқа урунушиға хатимә беридиғанлиқини илгири сүргән. иран ислам инқилаби муһапизәтчиләр қисми болса тәпсилатларниң «техи бекитилмигәнликини» вә йәкшәнбә күни имзалашниң «қәтий мумкин әмәсликини» билдүргән.
орбан йәнә сайланди
венгирийәниң оңчил папулист فидез (Fidesz) партийәси виктор орбанни 4-айдики чоң сайламда мәғлуп болған болсиму, йәнә рәһбәрликкә сайлиди. һечқандақ риқабәтчигә дуч кәлмигән сабиқ баш министир орбан 737 вәкилниң 729 ниң қоллиши билән йәнә бир йиллиқ вәзипә муддитигә еришти. орбан қоллиғучилириға қилған сөзидә «стратегийәлик хаталиқлар» ниң мәсулийтни үстигә алған вә 1993-йилидин буйан өзи рәһбәрлик қилип келиватқан партийәниң тәшкилий қурулмисини тәңшәйдиғанлиқини җакарлиған.
йавропаниң уруш айропилани қийинчилиқи
өткән һәптә германийә вә فрансийә, испанийә билән бирликтә кейинки әвлад қирғучи айропилан йасаш тиришчанлиқидин ваз кәчти. сәвәби болса فрансийә вә германийә дөләт мудапиә ширкәтлири хизмәт тәқсимати мәсилисидики ихтилапни һәл қилалмиған. германийә һазир башқа таллашларни ойлишиватиду. биринчиси, әнглийә, италийә вә йапонийә бирликтә елип бериватқан «йәр шари һава уруши пилани» (GCAP) ға қатнишиш болуши мумкин. бу пилан 2035-йилғичә әнглийәдә «Tempest» дәп атилидиған айропиланни ишләпчиқармақчи.
әнглийә һөкүмити дөләт мудапиә чиқимини ашурушта қийниливатқан болуп, һазирғичә бу түр үчүн узун муддәтлик бирлишмә тохтамға вәдә берәлмигән. бу йапонийә рәһбәрлирини биарам қилмақта. йапонийә баш министири такайичи санае йәкшәнбә күни лондонда зийарәттә болуп, қийин әһвалда қалған әнглийә ( сир кейр стармер) билән бу мәсилини музакирә қилмақчи. улар бу айропилан түригә германийәниң мәблиғини елип кирсә һәммә тәрәп үчүн йахши болуши мумкин .
хитай ширкити BYD түркийәни алдиди
хитайниң гигант аптомобил ширкити BYD, 2024-йили елан қилинған түркийәниң маниса шәһригә селиндиған 1 милйард долларлиқ мәблиғидин ваз кәчти. мәзкур мәбләғ селишқа даир имза, 2024-йили ийулда долмабағчә сарийида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бивастә қатнишиши билән қойулғаниди.
илгири йилиға 150 миң аптомобил ишләпчиқирилидиғанлиқи елан қилинған завутниң 2026-йили ахирида ишқа киришидиғанлиқи вә 5 миң кишиниң биваситә ишқа орунлишидиғанлиқи мөлчәрләнгән иди. әмма һазирғичә манисадики завутниң қурулуши үчүн һечқандақ қәдәм бесилмиған.
BYD мәсуллири әрдоғанниң алдида мәбләғ селишқа вәдә бәргән 2024-йили ийулда, һөкүмәт бу ширкәтни баҗдин кәчүрүм қилғаниди.буниңға асасән, шу мәзгилдә чиқирилған қарар билән, түркийәдә мәбләғ салған хитай ишләпчиқарғучиларниң хитайдин импорт қилидиған аптомобиллири %40 лик қошумчә таможна беҗидин кәчүрүм қилинған вә түркийәгә 53 миң машина әкиргән. буниң түрткисдә түркийәдә 2024-йили җәмий 8 миң 331 данә болған BYD сетилиш миқдари, кейинки йили 45 миң 537 гә өрләп 1800% лик ешиш йаратқан.
һазир мәбләғ селиштин ваз кечиш арқилиқ BYD түркийәгә 38.5 милйард лира баҗ зийни салған шундақла түркийәниң йәрлик машиниси TOGG ниң әң аз 40 миң данә сетилишға тосқунлуқ қилған. йәни BYD түркийә базриға кирмигән, йаки баҗ итибариға еришмигән болса 40 миң данә TOGG сетилған болатти.
бу һәқтики DW ниң хәвиригә қариғанда, түркийә ширкәтни мәбләғ селиш үчүн қойған имзасиға садиқ қелиш йөнилишидә қайил қилишқа тиришқан, әмма «җумһур рәис дәриҗилик тәшәббусларға қаримай» бу тиришчанлиқларниң нәтиҗисиз қалған.
ройтерс хәвәр агентлиқиға сөз қилған BYD муавин рәиси стелли ли, һазирқи биринчи муһим нуқтисиниң венгирийә икәнликини, иккинчи болуп «йавропада бир ишләпчиқириш әслиһәси тепиш» икәнликини билдүргән. BYD ниң йавропадики тунҗи завути болған венгирийә әслиһәсидә ишләпчиқиришниң бу йил ахирида башлиниши пиланған иди. әмма йеқинқи сайламда 16 йиллиқ мустәбит, хитай вә руспәрәс виктор орбан һакимийити ахирлашти вә йавропани қоллайдиған йеңи һөкүмәт сайланди. бу тәрәққийатниң алди билән йавропа иттипақи فондлириға еришишкә охшаш сода муһити вә иқтисадни қоллайдиған йөлиништә болидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.
аفғанистан ислам әмирликидә йуқири дәриҗилик чәтәллик җасус кирзиси
талибанларниң әслидә «һәқиқий» муҗаһидларни «пурсәтпәрәс йеңидин кәлгәнләр» дин айриш үчүн қурулған саплаштуруш комитетиниң вәзиписидә кәскин өзгириш болди. саплаштуруш комитети әслидики төвән дәриҗилик җәңчиләрниң җәңгиварлиқ арқа көрүнүш җәдвилини тапшуруш тәлипидин ваз кәчти. униң орниға, униң йеңи вәзиписи чәтәл ахбарат тори билән алақиси бар талибан әзалирини ениқлап чиқишқа өзгәрди. бу өзгириш талибан гуруһлири арисидики күнсери күчийиватқан ишәнчсизликни һәмдә һәрбий-хәвпсизлик органлири билән қәндәһарни база қилған сийасий рәһбәрлик оттурисидики йерилишниң кеңийиватқанлиқини әкс әттүриду.
болупму мудапиә министирлиқи, ички ишлар министирлиқи вә омумий ахбарат идариси арисидики ички талаш-тартишлар чәтәл ахбарат күчлири билән йошурун мунасивәтни сақлаш-сақлимаслиқ мәсилисигә мәркәзләшкән. пакистан истихбарат тәшкилати (ISI) вә иран җасуслуқ торлириниң талибан сепигә чоңқур сиңип кирип, хәвпсизлик қарарлириға тәсир көрситиватқанлиқи вә қорал әткәсчилики қатарлиқ паалийәтләргә шараит йаритип бериватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
пакистан истихбарат тәшкилатиниң талибан бихәтәрлик органлириға, болупму мудапиә министирлиқиға сиңип киргәнлики 1) талибанларниң һәрбий қарарлириға тәсир көрситиш, 2) чегра вәзийитини контрол қилиш 3) TTPға қарши һәрикәтләргә тәсир көрситиш 4) даиш хорасан (ISKP) дин вакаләтчи сүпитидә пайдилиниш мәхсидигә егә дәп қаралмақта.
иран истхбаратиниң болса 1) сүнний әсәбий гуруһларни көзитиш, 2) ғәрбий чегра районлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш 3) теһран билән тарихий алақиси бар талибан қоманданлириға тәсир көрситиш қатарлиқ саһәләргә мәркәзләшкәнлики хәвәр қилинмақта.
болупму пакистан истихбарат тәшкилати билән мунасивити бар тәрәпләрниң даиш – хорасан (ISIS-K ) ни васитә қилип, хитай вә әрәб бирләшмә хәлипилики хадимлирини өз ичигә алған чәтәл мәнпәәтлиригә һуҗум қилиш үчүн ишлитиши мумкинлики һәққидә шүбһиләр оттуриға қойулған. бу тәрәққийатлар талибанниң уйушушчанлиқиға вә аفғанистанниң муқимлиқиға тәһдит елип келип, ички тазилаш, гуруһларға парчилиниш вә кәскинләшкән вакаләт тоқунуш хәвпини ашурувәткән.
бундақ әһвалда кәлгүсидә
талибан сепидә ички тазилаш, тутқун қилиш вә ғайиб болуш әһваллири көпийиши мумикин.
әгәр кабул гуруһлири ISI ниң сиңип киришигә қарши турса, пакистан-талибан мунасивити турақсиз басқучқа қәдәм қойуши мумкин.
риқабәтлишиватқан ахбарат органлири вакаләтчи торларни қорал қилғачқа, болупму шәһәр мәркәзлиридә ISKP һәрикити әвҗ елиши мумкин
пакистан армийәси аفғанистанға һавадин бомбардиман елип барди
2026-йили 10-ийун кәчтә, пакистан армийәси һечқандақ сәвәбсизла һавадин бомбардиман елип берип, көпинчиси айаллар вә балилар болған 13 аفғанистанлиқ пуқраниң җениға замин болди вә нурғун кишини йариландурған. күзәткүчиләрниң қаришичә, хәвпсизлик һәрикити ниқаби астида пуқраларниң өйлирини нишанға елиш, кишиләрниң һайатиға писәнт қилмаслиқни ашкарилапла қалмай, йәнә районни техиму муқимсизлаштуриду.
һәптә ахиридики шәхс: айико- йапонийә тәхтидин мәһрум қалған мәликә
токйода өткүзүлгән йеңи йил тәбрикләш паалийәтлиридә, император наруһитониң қизи, 24 йашлиқ мәликә айко хәлқниң зор алқишиға еришти, кишиләр униңға худди бир чолпанға муамилә қилғандәк муамилә қилди. гәрчә униң нопузи йуқири вә императорниң бирдинбир пәрзәнти болсиму, әмма йапонийәниң тәхт варислиқ қилиш қанунида варислиқ қилиш пәқәт әр җәмәт линийисидики әрләр биләнла чәкләнгәнлики үчүн, у тәхткә варислиқ қилалмайду. йатлиқ болғанда, у йәнә хан җәмәти салаһийитидинму айрилип қалиду. бу күнсери гәвдилиниватқан варислиқ қилиш киризисини көрситип бериду: һазир йапонийә хан җәмәтидә әр варислар интайин аз болуп, нөвәттә пәқәт бирла йаш шаһзадә варислиқ тизимликидә қалди. у болсиму наруһитониң җийәни, 19 йашлиқ шаһзадә хисаһито. әгәр униң оғул пәрзәнти болмиса, 2700 йиллиқ императорлуқ нәсли үзүлүп қалиду.
мәликә айко ақкөңүл вә җәсур характири билән йапунийә җәмийтидә толиму алқишқа сазавәр болуп бу әһвал ислаһат һәққидики талаш-тартишларни қозғатти вә йапонийә сийасийонлири буни ениқ тонуп йәтти. 6-айниң 10-күни, асаслиқ сийасий партийә рәһбәрлири «хан җәмәти қануни»ға түзитиш киргүзүп, хан җәмәтидики айалларниң тойдин кейин хан җәмәтидә қелишиға рухсәт қилиш тәклипини мақуллиди. рай синашта %90 йапонийәликләр айалларниң император болушини қоллисиму әмма мәвҗут қанунда айалларниң тәхткә олтуруши йәнила чәклиниду.
