хитай дөләт рәиси ши җинпиң 2026-йили 9-ийун чавшийән рәһбири ким җуң унниң тәклипи билән пйоңйаңда елип барған икки күнлүк дөләт зийаритини ахирлаштурди. сунан хәлқара айродромида ши җинпиңни чавшийәнрәһбири ким җоңун, қоллирида байрақларни пулаңлитиватқан миңлиған чавшийәнликләрниң “мәҗбури хушаллиқи” вә 21 пай зәмбирәк етиш мурасими билән қарши алди. бу қетимлиқ зийарәт ши җинпиңниң йәттә йилдин буйанқи тунҗи қетимлиқ чавшийән зийарити, шундақла 2026-йилидики тунҗи чәтәл зийарити болуп, ким җуңунниң наһайити қизғин күтивелишиға еришкән. пйоңйаң тәнтәрбийә сарийидики һәшәмәтлик консерт өткүзүлгән, у йәрдики йоған екранда “мән сени сөйимән җуңгу” (Wo ai ni Zhongguo) дегән хәт чиқип турған.
кумсусан меһмансарийидики рәсмий сөһбәт җәрйанида, икки рәһбәр истратегийәлик мунасивәткә “күчлүк һәрикәт енергийәси” беғишлашқа, шундақла сода, йеза игилики, техника вә һәрбий алмаштуруш қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни кеңәйтиш һәққидә вәдә бәргән. ши бу қетимлиқ учришишни “йеңи тарихий башлиниш нуқтиси” дәп тәсвирлигән һәмдә хәлқара вәзийәттә “қандақ өзгириш болушидин қәтийнәзәр”, хитайниң шималий корейәни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән. ким җоң ун өз нөвитидә икки дөләт иттипақлиқни “бузулмас вә тәврәнмәс” дәп тәсвирлигән вә ши җинпиңниң зийаритини өз һакимийити үчүн “ғайәт зор илһам” дәп йуқири баһа бәргән.
диққәт қилишқа әрзийдиғини, рәсмий ахбаратларда “йадросизлаштуруш” һәққидә һечқандақ сөзләр тилға елинмиған, әксичә ортақ “америкиға қарши туруштики бүйүк роһ”қа әһмийәт берилгән.
чавшийән толиму сирлиқ бир дөләт. хәлқара сисеимидин асасән сиқип чиқирилған әмма хәлқара системида күчлүк тәсиргә егә; пухралири күндә қорсиқини тойғузалишни һайаттики әң чоң арзуси дәп қарайдиған дәриҗидә кәмбәғәл (һәтта чавшийәнлик қиз-айаллар әркинликкә вә қорсиқиниң тойишиға еришиш үчүн қолидин кәлсә йалуҗийаң дәрйасидин оғурлиқчә өтүп бир қанчә йишик тәййар чөпкә дәрйаниң у тәрипидики хитайларға тегиду) әмма дунйаниң әң күчлүк хаккир қошунлиридин биргә егә; дөләт ичидә түзүк алий мәктәп йоқ әмма дунйадики бармақ билән саниғили болидиған атом бомбисиға егә дөләтләрниң бири. чавшийән хитай вә совит иттипақиниң бивастә йардими билән қурулған дөләт болуп 1945- йилидин 1991- йилғичә давамлашқан соғуқ мунавсивәтләр урушиниң мивисидур, шундақла хитай вә совитрусийә үчүн интайин муһим истратигийлик әһмийәткә егә дөләт. бу йазмида ши җинпиңниң хитай зийарити, хитай-чавшийән мунасивити тарихи, русийә вә хитайниң чавшийән риқабити, һәр қайси дөләтләрниң қолидики козурлар вә һәр қайси тәрәпләрниң мәқсәтлири тәһилил қилиниду.
хитай чавшийән мунасивити тарихи
шәкиллиниш йиллири: хитай мәһсулати -ким ел суң
хитай билән чавшийән оттурисидики тарихий мунасивәт даим “ләв билән чиштәк йеқин” дегән мәнилик охшитиш билән характерлиниду, бу ибарини мав зедоң икки дөләт оттурсидики истратегийәлик зөрүрийәтни тәсвирләш үчүн оттуриға қойған: “ләв” (корейә) болмиса, “чиш” (хитай) сиртқи таҗавузчилиқниң соғуқиға дуч келиду. даим “қан билән йуғурулған” дәп тәсвирлинидиған бу мунасивәт, пәқәт ортақ коммунистик идиологийәниң мәһсули болупла қалмай, бәлки бир әсирдин көпрәк вақитни өз ичигә алған гуман, мәҗбурийәт вә соғуққанлиқ билән һесабланған прагматик мурәккәп мунасивәттур.
хитай-чавшийән иттипақи йилтизи һәр икки дөләт рәсмий қурулуштин илгирила башланған. 1912-йили туғулған ким ел суң йашлиқ йиллириниң муһим бир қисмини хитайниң шәрқий шималидики манҗурийәдә өткүзгән. у хитайчә маарип тәрбийәсини қобул қилған һәмдә 1931-йили чашийәндики бир тәшкилатқа әмәс, бәлки хитай коммунистик партийәсигә әза болған. 1930-йилларда, ким хитай партизан қисимлири билән бирликтә йапонийә ишғалийитигә қарши җәң қилип, өзини хитай инқилабий системисиниң ичигә сиңдүргән. бу тарих интайин муһим, чүнки ким 1945-йилидин кейин совет иттипақиниң қоллиши билән шималий корейәниң рәһбири сүпитидә оттуриға чиққанда, у хитай коммунистик партийәси рәһбәрликигә аллиқачан йеқиндин тонушлуқ шәхс иди.
бүйүк күчләр үчбулуңи
1940-йилларниң ахирида соғуқ мунасивәтләр урушиниң ули селинди, шундақла бу мунасивәт ким, мав зедоң вә сталин оттурисидики үч тәрәплик күч ойуниға айланди. 1949-йили апрелда, корейәчавшийән урушидин бир йил илгири, ким ил суң мав вә җу енләй билән көрүшүш үчүн бейҗиңға мәхпий әлчи әвәткән. бу ашкариланмиған көрүшүшләрдә, мав интайин муһим бир қарар алған: йәни хитай ички уруши мәзгилидә хитай хәлқ азадлиқ армийәси сепидә җәң қилип тавланған үч толуқ шитатлиқ корейә миллитидин болған әскәләрни қорал-йарағлири билән биргә ким ил суңниң қоманданлиқиға өткүзүп бәрди.
шундақтиму, у дәврдики дунйа коммунизим инқилабиниң лидири совит иттипақи, йәни сталин иди. шуңа ким вә униң һакимийтидә сталинниң қарари муһим иди. икки корийә айрилип турған пәйттә ким сталиндин җәнубқа таҗавуз қилишқа рухсәт сориғанда, сталин шәртлик һалда “һәә” дәп җаваб бәрди. бу шәрт болса мав чоқум қошулуши керәк вә хитай йүз беридиған урушниң асаслиқ қуруқлуқ қошуни запас күчи сүпитидә һәрикәт қилиши керәк иди. тәһлилләргә қариғанда, сталин мавни бир хил “капаләт” сүпитидә ишләткән болуп, ишлар раван болмиған тәқдирдә хитайни арилишишқа мәҗбурлайдиған бир вәзийәтни лайиһәлигән, бу арқилиқ бейҗиңниң кәлгүси нәччә йилғичә совет иттипақиниң һәрбий техникиси вә қоллишиға тайинидиған сийасий вәзийәтни шәкилләндүрмәкчи иди.
ким ханданлиқни сақлап қалған қарар
1950-йили 25-ийун башланған таҗавузда, чавшийән қисимлири дәсләптә үч күн ичидә сеулни ишғал қилди. шундақтиму, америкиниң тинч окйан қумандалиқ мәркизиниң баш қумандани генерал доглас мак артурниң 1950-йили сентәбирдики “инчонда қуруқлуққа чиқиши” чавшийән армийәсини тармар қилип, йерим арални иккигә бөлүвәтти вә 19-өктәбир бирләшкән дөләтләр тәшкилати қошунлириниң пйоңйаңни ишғал қилишини кәлтүрүп чиқарди. ким һакимийити хәритидин өчүрүлүш гирдабиға келип қалғанда, сталин йошурунчә қоллишини тохтатти вә қутқузуш йүкини мавға қалдурди.
мавниң арилишиш қарари бирдәк әмәс иди. хитай нәччә он йиллиқ ички уруштин әмдила қутулған иди; униң иқтисади вәйран болған болуп, йәнә келип мавниң асаслиқ нишани тәйвәнни ишғал қилиш иди. хитайниң әң чоң қоманданлиридин бири болған лин бйав һәтта саламәтлик сәвәбини баһанә қилип қошунға башчилиқ қилишни рәт қилди. ахирида хитай сийасий бийу рони қайил қилған истратегийәлик асасни пең дехуәй оттуриға қойди: у әгәр америка қошунлири йалуҗийаң дәрйаси чеграсиға йетип кәлсә, хитайниң ахирида хитай америка билән хитай туприқида билән җәң қилишиқа мәҗбур болидиғанлиқини оттуриға қойди.
хитайлар қайил болғандин кийн 1950-йили өктәбирдә, 300 миң кишилик хитай әскири түн қойнида йалуҗйаң дәрйасидин өтти. бу һәрбий арилишиш бир хил сода характерлик иди; мав хитай әскәрлириниң қени бәдилигә сталиндин узун муддәтлик бихәтәрлик капалити вә һәрбий техника тәләп қилди. буниң бәдили шәхсий вә интайин зор болди: мавниң чоң оғли мав әнйиң тоқунуш җәрйанида америкиниң һава һуҗумида қаза қилди. 1953-йили икки тәрәп сүлһи имзаланғанда, уруш тәхминән 180 миң хитай әскири өлди вә уруш дәсләптә башланған 38-параллел сизиқида айағлашти.
1961- йилидики шәртнамә вә “қалқан” логикиси
уруштин кейин, бу мунасивәт 1961-йиллиқ “хитай-чавшийән достлуқ, һәмкарлиқ вә өзара йардәм бериш шәртнамиси” арқилиқ рәсмийләштүрүлди. бу хитайниң бирдинбир рәсмий өзара мудапиә келишими болуп, чавшийәнгә һуҗум қилинғанда бейҗиңни қануний җәһәттин арилишишқа мәҗбурлайду. кейинки нәччә он йилда,чавшийәнниң йадро қоралға егә болуши билән хитай чавшийәнни йадро қоралиға игә муһим бир ” бихәтәрлик қалқини” дәп қариди. бейҗиңниң асаслиқ әндишиси кимниң ички сийасити әмәс, бәлки чеграсида америка билән иттипақдаш болған бирликкә кәлгән корейәниң қурулушини кәлтүрүп чиқиридиған, шундақла америка қошунлирини йалуҗийаң дәрйасиға елип келидиған һакимийәт гумран болушниң алдини елиш иди.
йадро дәвридики сүркилиш
чавшийән өзиниң йадро нишанини қоғлишишиға әгишип, икки дөләт мунасивити һәр хил бесимларға дуч кәлди. район муқимлиқини алдинқи орунға қойған хитай, чавшийән 2006-йили тунҗи йадро қоралини синақ қилғанда анчә хушал болмиди һәмдә ғәрб дөләтлири билән наһайити аз көрүлидиған бир сәптә туруш ипадиси сүпитидә, 2009, 2013 вә 2016-йиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң пйоңйаңға қаратқан җазалирини қоллиди. бу мәзгилдә мунасивәтләр совуп кәтти, ши җинпиң билән ким җоң ун һакимийәт йүргүзгән дәсләпки бир нәччә йилда көрүшүш болмиди.
шундақтиму, 2018-йилиға кәлгәндә җуғрапийәлик сийасий гио-политикилиқ вәзийәт йәнә бир қетим өзгәрди. америка билән чавшийән сингапор вә ханой дә биваситә (гәрчә ахирида мәғлуп болған болсиму) дипломатийәни башлиғанда, ши җинпиң “мунасивәтни әслигә кәлтүрүш” үчүн һәрикәткә өтүп, 2018 вә 2019-йиллири кимни бейҗиңда бәш қетим күтүвалди. бу хитайниң чавшийән йерим арили ишида мәркизи дөләт болуп қелишиға капаләтлик қилиш үчүн қоллинилған тактикилиқ бир һәрикәт иди.
бу йәрдә әскәртип өтүш керәк болған бир нуқта шуки, хитай корийә, йапунийә вә америкиға қарши күчлүк чавшийәнни халайду, әмма бу чавшийән бәк күчлүк болуп кәтсә, болупму йадро қоралға егә болса болмайду. бундақ болғанда чавшийән һәм хитайниң контролидин чиқип китиду, һәм хитайға тәһидид шәкилләндүриду. чүнки хитай чавшийәнниң мәвҗутлиқи үчүн керәк болған сода вә дипломатик қоллашни тохтатқанда, униң йадро қораллири сиолдин бийҗиңға йаки харбинға қартилиду.
ши җинпиңниң чавшийән зийаритиниң сийасий арқа көриниши
бу қетимлиқ зийарәттин илгирики төт ай ичидә, ши җинпиң бейҗиңда 17 дөләт рәһбирини күтүвалди, бу хитайниң йеңи дәврдики чоң дипломатик күч сүпитидики орнини намайән қилди. буларниң ичидә әң муһим болғини трампниң 2026-йили майда бейҗиңда елип барған дөләт зийарити иди. хитай тәрипидин җиддий икки тәрәплик мунасивәтни «қайта муқимлаштуруш» үчүн зөрүр болған һәрикәт дәп тәсвирләнгән бу башлиқлар йиғинида асаслиқ корейә йерим арили мәсилисму тилға елинғанлиқи һәққидә мәлуматлар бар. көрүшүштин кейин, ақ сарай трамп билән ши җинпиңниң «чавшийәнни йадросизландуруштики ортақ нишанини җәзмләштүргәнликини» илгири сүрди. әмма, хитай өзиниң рәсмий ахбаратлирида бу байанатни җәзмләштүрүшни рәт қилди. ким җуң унниң сиңлиси ким йо җуң буни «йалған» дәп рәт қилди.

анализчилар арисида трампниң ши җинпиңдин ким җуң унни йадро қоралсизландуруш мәсилисидә америка билән қайтидин алақә қилишқа дәвәт қилишни тәләп қилип, әлчилик ролини ойнашни ениқ тәләп қилғанлиқи һәққидә көрүнәрлик пәрәзләр бар. бу «тәләп» ши җинпиңни күчлүк, әмма назук орунға қойуп қойған. трампни күтүвелип бир нәччә һәптидин кейинла пйоңйаңға бериш арқилиқ, ши җинпиң вашингтонға өзиниң йерим арал ишлиридики кәм болса болмайдиған дөләт икәнлики һәққидә сигнал бәрди. у «чавшийән картиси»дин пайдилинип, сода йаки тәйвән қатарлиқ башқа җәهәләрдә америкидин йол қойушларни тәләп қилалайду, шуниң билән бир вақитта ким җуң унни хитайниму сөрәп киридиған пүтүн көләмлик тоқунушниң алдини елиш үчүн зөрүр тепилғанда «өзини тутувелишқа» нәсиһәт қилалайду.
сийасий атимосفраниң йәнә бир тәрипи америкиниң «қоршав сийасити» дур. хитай америка, җәнубий корейә вә йапонийә оттурисидики күчийиватқан үч тәрәплик хәвпсизлик һәмкарлиқини өзиниң шималий қанат қисмиға биваситә тәһдит дәп қарайду. бу қоршавда қалғанлиқ туйғуси «истратегийәлик тәңпуңлаштуруш»ни илгири сүрүп, хитайниң чавшийән үстидики тәсир күчини ашурушқа, русийәниму йениға тартип «ғәрбкә қарши гуруһ» һасил қилишқа иттрди.
униңдин башқа, ши җинпиңниң зийарити әвҗ еливатқан «русийә-чавшийән оқи» ға болған тактикилиқ инкастур. хитай ким җуң ун русийәниң украинадики урушға 11,000 әскәр вә ғайәт зор оқ-дора тәминләш арқилиқ «чоңчилиқ» қилишидин , шундақла русийәниң чавшийәндики тәсир күчи ешип меңишидин биарам болиду.
хитай -чавшийән- русийә иттипақиниң ички вә ташқи һисаб-китаблири
хитай, росийә вә чавшийән мутәхәссисләр тәсвирлигән әмәлийәттики «ғәрбкә қарши бир гәвдә»ни шәкилләндүргән болсиму, бу иттипақниң ички динамикиси пйоңйаңдики тәсир күч талишиштики «йошурун риқабәт» вә чавшийәнниң үч тәрәплик мунасивәттики баравәрликни қолға кәлтүрүш вә хәлқара системида нурмал дөләт болушни қолға кәлтүрүш ситратигийси билән характерлиниду. он нәччә йилдин буйан, бейҗиң чавшийәнниң талаш-тартишсиз «чоң акси» вә иқтисадий һайатлиқ линийәси болуп кәлгән иди, әмма украина урушиниң гио-политикилиқ ақивити росийәниң ким җуң унниң садиқлиқини қолға кәлтүрүштә күчлүк бир риқабәтчи сүпитидә оттуриға чиқишиға йол ачти.
бу өзгиришниң асаслиқ түрткиси 2024 вә 2025-йиллири шәкилләнгән өзара мәнпәәт йәткүзүшни асас қилған «росийә-чавшийән оқи»дур. 2026-йили فевралғичә чавшийән росийәниң уруш тиришчанлиқини қоллаш үчүн курск райониға тәхминән 11000 әскәр әвәтти. бу қошунлар вә милйонлиған оқ-дориларниң қиммити пйоңйаңға 10 милйард доллар (ботсвананиң пүтүн йиллиқ ички ишләпчиқириш омумий қиммити билән шундақла чавшийәнниң ишләпчиқириш қиммитиниң %40 гә тәң) кирим елип кәлгән дәп мөлчәрләнгәнмәктә. бу алмаштурушта йәнә росийә чавшийәнгә ким җуң ун йиллардин бери арзу қилип кәлгән (әмма хитай беришни рәт қилған) йадро оқ беши, йадро енергийәлик су асти парахоти вә узун мусапилик баллистик башқурулидиған бомба қатарлиқ йардәмләрни өз ичигә алған «йуқири хәтәрлик техника өтүнүп бериш» билән тәминлгән. бу һәрбий мәркәзлик мунасивәт ким бодәккә йеңичә бир «ғәйрәт» вә хәлқарада «һәрикәт бошлуқи» ата қилди, бу униң илгири өзини пүтүнләй бейҗиңға беқинип қалған йетим қелиш һалитидин қутулушиға түрткә болди.
мутәхәссисләр хитайни бу әвҗ еливатқан «бурадәрлик»кә әмәлийәттә наһайити биарам боливатиду дәп қарайду. стив саң хитайниң «аввал хитай» сийаситини йүргүзидиғанлиқини һәмдә москва билән пйоңйаңниң техиму кәң истратегийәлик мунасивәттә «кичик шерик» болушни үмид қилидиғанлиқини тәкитләйду. бейҗиң өзиниң «арқа һойлисида» чәткә қеқилиштин әнсирәйду. бу қараш тоғра. әмма хитай чавшийәнниң русийәгә урушта йардәм қилишдин биарам әмәс. бәлки чавшийәнниң техиму бәкрәк йардәм қилишни халайду. чүнки хитай үчүн әң күчлүк икки рәқип америка вә йаврупа иттипақидур. русийә болса мана бу иккиси билән уруш қиливатиду. чавшийәнниң йардими урушни техиму узунға созайду вә қайси тәрәпниң йеңишидин қәтийнәзәр һәммә тәрәп аҗизлайду. буларниң ичидә русийә вә чавшийәнму бар. бу хитай үчүн көңүлдикидәк сийасий вәзийәттур.
ши җинпиңниң бу зийаритини мәлум мәнидин қариғанда «контроллуқни қайтидин тикләш» урунуши дәп қарашқа болиду. ши путин вә ким җуң унға хитайниң йәнила униң «кәм болса болмайдиған қошниси» икәнликини әскәртмәкчи. росийәниң чавшийәндики тәсир күчигә ишиватқан болсиму, хитай йәнила чавшийәнниң содисиниң %95 ни игиләйду, бу сода 2026-йилиниң бешида 2.74 милйард долларға йәтти. шиниң йеза игилики, пән-техника вә 5G техникиси қатарлиқ «әмәлий» саһәләрдики һәмкарлиқни кеңәйтиш вәдиси, өз уруши билән аварә болуватқан росийәниң хитайниң орнини узун муддәтлик иқтисадий капаләтчи сүпитидә басалмайдиғанлиқини әскәртип туриду. шундақтиму русийә һәрбий җәһәттин чавшийәндә техиму чоң тәсир күчкә егә боливелиш пурситигә егә. һәрбий җәһәттин қудрәтлик чавшийән русийә үчүн унчә бәк тәһдид әмәс. чүнки хәлқара мунасивәттә қошна дөләттин келидиған тәһдид әң хәтәрлик тәһдидтур. гәрчә русийә чавшийән билән чигридаш болсиму, русийәниң у чигралирида адәм йоқ дийәрлик, һәқиқий русийәниң мәркизидин көп узақта.әмма чавшийән хитайниң әң чоң еғир санаәт вә һәрбий техиника мәркизи болған шәрқий шимал райунниң қошниси.
шуңа хитайға нисбәтән, чавшийәнниң асаслиқ козури өзиниң «муқимлиқ вә мудапиә қалиқини» икәнликидур. ким җуңун хитайниң өз һакимийитини «һәм контрол қилалмайдиғанлиқини, һәм қолдин берип қойалмайдиғанлиқини» ениқ билиду. америка вә корийәдин келидиған һәрбий тәһдидит бир йақта турсун, чавшийәндики һәр қандақ ички йимирилиш хитай үчүн паҗиәлик мусапирлар кризисини кәлтүрүп чиқириду. мутәхәссис алисийа гарсийа һерреро (Alicia Garcia Herrero) қәйт қилғандәк, бейҗиң чавшийән иқтисадиға зийан йәткүзүш “иқтидари”ға игә болсиму, әмма мусапирлар кризисини вә америка билән бир сәптики бирләшкән корейәни тосуп турдиған түзүмниң йимирилишидин қорқийду.

бу истратегийәлик реаллиқ ким җуң унға йеңи бир хил «тәкәббурлуқ» билән һәрикәт қилиш имканийити йаритиду. ким хитайниң район характерлик бихәтәрлик мәнпәәтини өз һайатини сақлап қелиш үчүн гөрүгә еливалған һаләттидур. бу бейҗиңни хәлқара йадро қораллиридин халий қилиш пиринсиплирини иҗра қилиштин бәкрәк чавшийән йерим арал муқимлиқини алдинқи орунға қойушқа мәҗбурлайду. бу өз нөвитидә шималий корейәниң хитайниң тәсир даирисидә қелишиға капаләтлик қилиш үчүн, униң “әмәлий йадро күчи” икәнликини ичидә қобул қилишқа һәтта ғәрбкә вәзханлиқ қилишқа мәҗбурлиши мумкин. униңдин башқа, ким җуңун путин билән «өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған» һәрбий «бурадәрлик» ни күчәйтиш арқилиқ һәм русийә билән болған мунасивәттә баравәр орунға егә болалайду, һәм хитайға болған һәддин зийадә тайинивелишини тәңшәш ақилиқ хитайниң өзи үстидики тәсир күчини аҗизлаштуриду.
хитай-росийә-шималий кордийә үч тәрәп мунасивити ички җәһәттин йуқирида байан қилинғандәк өзлирниң айрим һисаб-китаби болса,ташқи тәһдидткә қарши маслишиш характерликтур: хитай чавшийәнни иқтисадий моқумлуқ билән тәминләйду; росийә болса һәрбий күч вә мудапиә техникиси билән тәминләйду, чавшийән болса америка башчилиқидики корийә-америка-йапонийә иттипақиға қарши “бузғунчи характерлик геополитикилиқ тәсир” пәйда қилиду.
| мунасивәт | чавшийән немә билән тәминләйду | бәдилигә немигә еришиду |
| хитай–чавшийән | стратегийәлик қалқан: хитай билән америка иттипақдаш күчлири оттурисидики йадро қалиқини;америка қошунлириниң хитай чиграсиға орунлишишиниң алдини алиду. | иқтисадий һайатлиқ линийәси: сода, ашлиқ билән тәминләш, енергийә байлиқи вә дипломатик қоғдашқа еришиду. хитай чавшийән ташқи содисиниң тәхминән %95 ни игиләйду. |
| росийә– чавшийән | һәрбий йардәм: росийәниң украинадики урушдики әскири вә қорал-йарақ йардими | илғар һәрбий техника: сүний һәмраһ техникиси, баллистик башқурулидиған бомба тәҗрибиси, йадро су асти парахоти техникиси қатарлиқлар . |
| иттипақниң стратегийәлик нишани | гео-политикилиқ пишаң: американиң диққити вә байлиқлирини көплигән уруш мәйданлириға чечиветишкә қадир болған техиму кәң көләмлик ғәрбкә қарши иттипақниң шәкиллинишигә төһпә қошиду. | хәлқаралиқ етирап қилиниш: дипломатик қанунлуқ орниниң йуқири көтүрүлүши вә чавшийәнниң йадро қоралиға игә дөләт сүпитидә қобул қилиниши. |
бу динамика ичидә, йапонийә муһим риторикилиқ вә истратегийәлик тирәк болуп хизмәт қилиду. йапонийә вә америка үч диктатур дөләтни бир-биригә бағлайдиған «ортақ дүшмән»дур. ши җинпиңниң йапонийәниң актип һәрбий мудапиә сийасити хитайни чавшийәнни даимлиқ «йадро қораллиқ қалқан» сүпитидә сақлап қелишқа иттириду. бу қалқан җәнубий корейәдә турушлуқ 28,500 америка әскириниң хитай чеграсиға йетип келишини тосуш үчүнму зөрүрийәт дәп қарилиду.
тарихий нуқтидин ейтқанда, хитай-чавшийән мунасивити һәргизму тәң һоқуқлуқ “қериндашлиқ” мунасивити болуп бақмиған. бу бир тәбиқилиқ мунасивәт болуп, хитай чавшийән содисиниң %95 ни тәминләйдиған вә униң иқтисадий һайатлиқ томури болған “чоң ака” дур. шундақтиму,америкиниң тинч окйан вә хитай сийасити, 2020-йилларниң оттурилиридики вәқәләр, болупму шималий корейәниң һәрбий техника үчүн росийәгә йүзлиниши көрситип бәргинидәк, пйоңйаң “маневир бошлуқи” ға еришиш үчүн бүйүк күчләр оттурисидики риқабәттин пайдилинишни өгәнди. ким җуң унниң мәқсити «чоң дөләтләр риқабити» дин пайдилинип «һәрикәт бошлуқи» ға еришиш болуп, ахирида, «нормал дөләт» салаһийитини, йәни өз шәртлири астида йерим аралдики күч тәңпуңлуқини қайтидин бәлгилийәләйдиған йадро дөлити дәп етирап қилинишни нишан қилиду.
ши җинпиңниң 2026-йили пйоңйаңда елип барған йәттә йилдин буйанқи тунҗи зийарити 1950-йиллардики логикиға қайтишниң сигнали болуп “зор өзгиришләр” дәвридә, хитай өзиниң «мудапиә қалқини» ниң йоқилишиға қарап турмайду. ши җинпиң бу йеңи башлиқлар йиғинида “йадросизлаштуруш” чақириқини тилға алмаслиқ арқилиқ, хитайниң һазир чавшийәнни бир йадро күчи дәп қобул қилидиғанлиқини, хәлқаралиқ йадро қораллирини кеңәйтмәслиқ пиринисплиридин бәкрәк, “бузулмас” истратегийәлик иттипақни алдинқи орунға қойидиғанлиқини көрсәтти. “ләв билән чиш” йәнә бир қетим бир-биригә йеқинлашмақта, бу өзара ишәнчтин әмәс, бәлки ғәрбниң “һөкүмранлиқ хаһиши вә зорлаш сийасити” гә қарши туруштики ортақ зөрүрийәттин келип чиқмақта.
пайдиланған материйаллар:
- ABC News. (2026, June 10). Xi Jinping’s North Korea visit is unusual, and shows his need to court Kim Jong Un (A. Horn, Ed.).
- Al Jazeera. (2026, June 8). North Korea needs China for survival: Why does Beijing need Pyongyang? (P. Shankar, Ed.).
- BBC News. (2026, June). North Korea goes even more nuclear | The Global Story [Video]. YouTube.
- CBS News. (2026, June 10). Did China’s Xi visit North Korea because an emboldened Kim Jong Un wants “to confront the U.S.”? (A. Coren & T. Reals, Eds.).
- Cloudflare. (n.d.). Attention Required! | Cloudflare .
- CNN. (2026, June 9). Why China’s Xi wants a ‘brighter’ future with North Korea (S. McCarthy & Y. Seo, Eds.).
- Dictators Files: The Dark Side of Power. (n.d.). Why Mao Zedong Saved Kim Il-sung During the Korean War [Video]. YouTube.
- DW News. (2026, June). China’s Xi Jinping pays rare visit to North Korea for talks with leader Kim Jong Un [Video]. YouTube.
- DW News. (n.d.). Xi heads to Pyongyang to reset China-North Korea ties [Video]. YouTube.
- Firstpost. (2026, June). Why Is China’s Xi Visiting North Korea? | Vantage on Firstpost | 4K [Video]. YouTube.
- The Guardian. (2026, June 8). Xi Jinping arrives in Pyongyang on trip to revitalise China-North Korea ties (A. Hawkins & A. McCready, Eds.).
- The Indian Express. (2026, June 11). An expert explains the motivations behind Xi Jinping’s North Korea visit, in a changing Asia (G. G. Dwivedi, Ed.).
- Liberty in North Korea. (2026, June 9). Spring in My Homeland, North Korea: A Glimpse of Reunification in 2045 (E. Jang, Ed.).
- Nikkei Asia. (2019, June 17). Xi to make first North Korea visit ahead of G-20 (T. Hadano & Y. Onchi, Eds.).
- Taiwan Talks. (n.d.). China-North Korea: What Do Deeper Ties Mean for South Korea, Japan, US? | Taiwan Talks EP852 [Video]. YouTube.
- ThinkChina. (n.d.). ThinkChina – Big Reads, Opinions & Columns on China.
