21-әсирдики дунйави харакитрлик чоң вәқәләрни тилға елишқа тоғра кәлсә хитайниң америкиниң дунйави лидирлиқ орниға очуқ-ашкара җәң елан қилиши, русийәниң башта қирим вә кейин окраийнаға һоҗум қилиши вә трампниң америка пириздинтлиқиға сайлиниши билән америкиниң ташқи сийаситини радикал бир шәкилдә өзгәртиши қатарлиқ вәқәләрни тилға елиш хата болмайду. бир-биригә гирәлишип кәткән бу үч сийасәт мәвҗут дунйа систимисиға чуңқур өзгириш елип кәлди. хитайниң күчийиши америкиниң ташқи сийаситидә җиддийлик пәйда қилған вә унврисал дөләт күчиниң ниспий төвәнлишини кәлтүрүп чиқарған болса, буни пурсәт дәп билгән русийәниң окраийнаға һоҗум қилиши пүтүн йаврупани сарасимигә салмақта. бу қалаймиқанчилиқта трамп һөкүмити америкини «елим-сетим» мәнтиқси билән ташқи сийасәт йүгүзидиған «мәсулийәтсиз лүкчәк» қилип қойди. мәвҗут хәлқара систиминиң бивастә қурғучиси вә һамийиси болуш сүпити билән америкиниң ташқи сийаситидики бу өзгүрүш дунйадики һәр бир шәхсниң һайатиғичә тәсир көрсәтти дәп қарисақ мубалиғә болмаслиқи мумкин. әң аддийси трампниң хитай билән тәййарлиқсиз, билгили болмайдиған вә өзгирип турдиған мунасивәт елип бериши диаспорадики уйғур давасини турғун, һәтта чекингән һаләткә чүшүрүп қойди. һәммигә тәң ечилған тиҗарәт уруши вә иран уруши билән һәммимиз керәклик бойумларни қиммәт сетивелишқа мәҗбур боливатимиз.
шундақтиму дунйада бир райун трампниң ташқи сийаситиниң начар тәсиригә әң көп учурди, у болсиму йаврупа иттипақидур. бихәтәрлики йүксәк дәриҗидә америкиниң һәрбий күчигә тайанған натоға тайинип қалған бу райун үчун русийәниң окраийнаға таҗавуз қилиши вә трампниң «пул болмиса қорал йоқ» сийасити арқа-арқидин урулған икки муш болди. бир заманлар пүтүн дунйани топ-зәмбирәклири билән бойсундурған бу дөләтләр әмдиликтә өзиниң бихәтәрликини қоғдийалишдин әндишә қилидиған әһвалға чүшүп қалди. бу бихәтәрлик әндишиси йаврупа иттипақини тарихтин буйан таза келишәлмәйдиған вә һәмишә димкратийә вә кишилик һоқуқ қатарлиқ җәһәтләрдә әйипләп келиватқан бир дөләт билән йеқинлишишқа мәҗбурлимақта, вә бу дөләт түркийәдур.
бу йазмида түркийә-йаврупа иттипақи мунасивәт тарихи, иқтисади мунасивәт вә йаврупа бихәтәрлик мәсилисидә түркийәгә болған истәнмигән әмма мәҗбурланған тайниш мунасивити анализ қилинду. башта икки тәрәпниң мунасивитигә түркийәниң әза болуш истики рамкисда қарап чиқайли.
қисқичә түркийә-йаврупа ттипақи мунасивити
истратегийәлик башлиниш вә дәсләпки тәрәққийатниң тохтап қелиши (1959-1980)
бу мусапә 1959-йили, рим шәртнамиси имзалинип икки йил өтүпла, түркийә йавропа иқтисадий җәмийитигә (EEC) кириш илтимаси сунғанда башланған. бу дәсләпки қәдәм иқтисадий сәвәбтин бәкрәк соғуқ мунасивәтләр уруши истратегийсиниң түртксидә етилған. нато әзаси болуш сүпити билән, түркийә ғәрбтики орнини мустәһкәмләшни мәқсәт қилған. әмма, түркийәниң тәрәққий қилмиған иқтисади узун муддәтлик мусапини зөрүр қилған. 1970-йилдики җәмийәт келишими иқтисадий бир гәвдилишиш үчүн 25 йиллиқ тәрәққийат вә ислаһат пиланлиған болуп, түркийәгә санаәт мәһсулатлирида тәңпуң болмиған сода әвзәлликини бәргән, шуниң билән бир вақитта түркийәниң аҗиз иқтисадини йавропаниң биваситә риқабитидин қоғдиған.
бу ениқ йол хәритисигә қаримай, 1970-йиллар «биһудә он йил»ға айланған. милләтчилик вә шу дәврдики неفит киризисиниң тосалғусиға учриған түркийә һөкүмәтлири тәләп қилинған қурулмилиқ тәңшәшләрни йолға қойалмиған вә әмәлийәттә содини әркинләштүрүштин ваз кәчкән. тәтқиқатчи селим күнәралипниң (Selim Kuneralp) тәһлил қилишичә, түркийә сийаситидә йавропа иттипақиниң қурулуш идийсиниң йадролуқ амиллири кәмчил. мундақчә қилип ейтқанда, түркийә иккинчи дунйа урушида битәрәп турған. у германийәниң бесивелишиниму, йаки америка йаки совет армийәси тәрипидин азад қилинишниму баштин кәчүрмигән. шуңа йавропа қитәсидә йәнә бир урушниң алдини елиш үчүн немә үчүн өз байлиқлирини йавропа иқтисадий ортақ гәвдиси билән бир йәргә топлиши керәкликини һәқиқий мәнидә һис қилалмиған. буниңдин сирит 2- дунйа урушдин кейин йавропа рәһбәрлик қатлими тәрипидин ортақ қарши турулған милләтчилик реفлекислири түркийәдә ашу чағда вә һазирму интайин күчлүк. зөрүр тепилғанда һайаҗанға толған қуруқ сөзләр қилинған болсиму, әмма бу нишанға йетишкә йардәм беридиған һечқандақ қәдәм бесилмған. йәнә келип 1960- вә 1970-йиллардики қибрис киризислириму ғәрбкә қарши кәйпийатниң күчийишигә илһам бәргән шундақла дөләт ичидики сийасий турақсизлиқ, йәни һәр он йилда бир йүз берип туридиған һәрбий сийасий өзгиришләр, әнқәрә билән бирйуссел оттурисидики «шәнч кирзисини чоңқурлаштурувәткән.
турғут өзал дәври вә иқтисадий бир гәвдилишиш (1987-1995)
1980-йилларниң ахирида турғут өзалниң дәври бир бурулуш нуқтиси болған. түркийәниң кәлгүси үчүн йавропа базарлириниң зөрүрлүкини, шундақла йавропа иттипақи билән бир сәптә болушниң һәрбий арилишиш дәврийликини бузуп ташлийалайдиғанлиқини тонуп йәткән өзал, 1987-йили рәсмий әзалиқ илтимаси сунди. бу мәзгилдә йавропа кишилик һоқуқ сотиға шәхсий әрз сунуш һоқуқи вә өлүм җазасини тохтитип туруш қатарлиқ муһим ислаһатлар елип берилди.
йавропа иттипақи дәрһал әзалиқ бәрмигән болсиму, әмма «таможна иттипақи» ни бир пәләмпәй сүпитидә көрсәтти. 1995-йили тамамланған таможна иттипақи бир абидә характерлик нәтиҗә болди. түркийә санаәт саһәсиниң әндишилиригә қаримай, бу саһә гүллинип, йавропа иттипақиниң қиммәт зәнҗиригә толуқ сиңип кирди. бүгүнки күнгә қәдәр, түркийә мушундақ үнүмлүк иқтисадий риштини сақлап келиватқан аз сандики әза болмиған дөләтләрниң бири болуп қалди.
намзатлиқ долқуни вә қибрис һәркити (1997-2004)
1990-йилларниң ахири дипломатик турақсизлиқ билән характерләнди. 1997-йилдики лийуксембург башлиқлар йиғинида, башқа он икки кандидат дөләт илгириләватқанда, түркийәниң намзатлиқ салаһийити рәт қилинип бир қетимлиқ «хорлуқ»қа учриди. бу қарар икки йилдин кейин 1999-йилдики «һелсинки кеңиши» дә өзгәртилди вә ахири түркийәгә «қәдирлик намзатлиқ салаһийити- the treasured candidate » берилди. әмма, бу вақитта йеңи бир қурулмилиқ тосалғу пәйда болди: у болсиму қибрис иди. йавропа иттипақи 2004-йили парчиланған рум қибрисни әзалиққа қобул қилиш арқилиқ «түзәткили болмайдиған хаталиқ» өткүзгән. чүнки рум қибрис һөкүмити түркийәниң әзалиқиға тосалғу болидиған даимлиқ рәт қилиш һоқуқиға игә тосалғу дөләткә айланған.
« адаләт вә тәрәққийат партийси – ақ партийә» ниң «иҗтимаий инқилаби» вә вәзийәтниң қаттиқ тоңлап қелиши
2002- йили ақ партийниң һоқуқ бешиға чиқиши чоңқур иҗтимаий бурулушқа вәкиллик қилди. анатолийәгә йилтиз тартқан вә диний мәктәпләрдә тәрбийә көргән йеңи рәһбәрлик қатлими, шәһәрлик, ғәрбкә йүзләнгән сәрхиллар қатлимидин зор дәриҗидә пәрқлинәтти. шундақтиму бурунқи һөкүмәтләргә охшаш йаврупа иттипақиға әза болуш мәсилисини түркийәниң мәнпәти үчүн пайдилиқ дәп қарайтти.
шуңа әрдоған һөкүмити йавропа иттипақиға әза болуш мәсилисигә әстайидил муамилә қилди. 2002-йили нойабирдики сайламда ғәлибә қилғандин кийн йавропа иттипақиниң әйни вақиттики 15 әзасини чақмақ тезликидә зийарәт қилди, бу мисли көрүлмигән бир тәшәббус иди. көпинчә дөләтләрдә әрдоған җисманий вә сийасий җәһәттин аҗизлиған әҗәвитниң орнини алған, һайатий күчкә толған вә истиқбаллиқ бир рәһбәр сүпитидә қучақ ечип күтүвелинди.
ақ партийә һөкүмити йавропа иттипақи дөләтлиридә өзигә көрситилгән сәмимий күтүвелиштин илһамлинип, ислаһат йолини давамлаштурди вә әза болуш сөһбәтлирини башлашқа керәклик сийасий өлчәмләрни һазирлиди. әйни вақитта елип берилған нурғун ислаһатлар ичидә өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш, һәқ-тәләп вә җинайи ишлар қанунлирини заманивилаштуруш, шундақла йавропа иттипақи узундин бери тәләп қиливатқан армийәни һөкүмәт вә қанунниң контроллуқи астиға елиш тәлипиму бар иди. тәбиийки, бу тәләп һөкүмәтниң өз мәнпәәтигиму уйғун иди, чүнки илгирики 40 йилда нурғун қетим һөкүмәтләрни ағдуруп ташлиған армийәни бир чәткә қайрип қоймиса, һөкүмәт өз һоқуқини мустәһкәмлийәлмәйтти.
йавропа иттипақи өлчәмлиригә маслишиш үчүн етилған бу әстайдил қәдәмләрниң нәтиҗисидә 2005-йили әза болуш сөһбәтлири рәсмий башланди, бу тәрәққийат түрк хәлқи тәрипидин зор хушаллиқ билән күтүвелинди. иқтисадму 2001-йилдики киризистин әслигә кәлди, бу ақ партийә һөкүмитиниң киризис мәзгилидә оттуриға қойулған қурулмилиқ тәңшәш ислаһатлирини қәтий давамлаштурғанлиқиниң нәтиҗиси иди.
бәхткә қарши, бу «ширин ай» узунға бармиди. әза болуш сөһбәтлирини башлашниң тәлипи сүпитидә қибрис мәсилиси түркийәниң қаршисиға чиқти. бу түркийәдә зил мәсилә болғачқа тиз һәл қилиш мумкин әмәс иди. аллибурун йаврупа иттипақи әзаси болуп болған рум сипрос һөкүмити бундақ әһвалда түркийәгә қарши аваз бериш арқилиқ әза болуш сөһбәтлиридики илгириләшни барғанчә қийинлаштурди. мәсилә йалғуз қибрис әмәс иди. саркози рәһбәрликидики فирансийә түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушиға ашкара қарши чиқти. гирманийәдин меркел ханим болса очуқ гәп қилмиған болсиму, әмма охшашла гуман билән қарайтти. чоң дөләтләр ичидә әнгилийә түркийәниң әзалиқини очуқ – ашкара қоллайти. буниң билән әзалиқниң орниға түркийә үчүн бир «алаһидә шерикчилик мунасивити» таллиши оттуриға қойулди. түркийә уни дәрһал рәт қилди.
шуниң билән бир вақитта, саркози вә меркелниң бесими билән, йавропа иттипақи кандидат дөләтләрниң рәһбәрлирини қәрәллик давам қилип келиватқан йерим йиллиқ башлиқлар йиғиниға тәклип қилишни тохтитиштәк хата бир қарарни чиқарди. бу әрдоған тәрипидин шәхсий һақарәт дәп қаралди. йаман болғини бу қарар, әрдоғанниң һәр алтә айда бир қетим түркийәни йавропа иттипақи өлчәмлиригә маслаштуруш үчүн елип бериватқан ислаһат бесиминиму елип ташлиди.
йавропа иттипақи әза болуш сөһбәтлириниң әмәлийәттә тоңлитип қойулуши билән түркийәгә болған тәсир күчини йоқатқандин кейин, түркийәниң өзиму йавропа иттипақи вә униң қиммәт қарашлиридин барғанчә йирақлашти. ақ партийниң һакимийәт бешиға келиши түрк хәлқиниң көпинчисиниң консерватип вә диндар болғанлиқидин болғанму, йаки очуқ-ашкарә диний қиммәт қарашларни тәрғиб қилидиған бир сийасий партийәниң 20 йилдин көпрәк үзлүксиз һөкүмранлиқидин кейин түрк җәмийити техиму консерватип вә диндар болуп кәттиму, бу ениқ әмәс. әмма дин түркийәдә нурмалдин һалқип сүйистимал қилиндиған, сийасий тәшвиқат вастисигә айлиншқа башлиди. бу йаврупа иттипақиниң қиммәт қарашлириға түптин зит һаләттур. чүнки йаврупа әсирләрчә хиристийан дининиң сийасәткә арлишиши вә контрол қиливелишиниң зулумини йәткүчә тартқан вә узунға созулған қанлиқ уруш арқилиқ динни һакимийәттин узақлаштуруған вә нәтиҗидә секүләр һакимийәт қуруп чиққан болғачқа дин билән һакимийәтни арлаштурвелишни сийасәттики чекиниш дәп қарайду.
йаврупаниң тохтимай түркийәни рәт қилиши ақ партийә һөкүмитиниң димкратик ислаһатларни тохтитиши вә кәйнигә йенип диктатурлишип меңишға йол ачти. болупму 2013- йилидики «таксим гези парки» намайишлири вә 2016- йилидики сийасий өзгиришниң мәғлуп болишидин кейн һөкүмәт һоқуқни мәркәзләштүрүшкә башлиди, тәнқидий таратқуларни бастурушқа киришти, сотчилар, академиклар вә мухбирлар тутқун қилинди, мустәқил таратқулар тақалди. шундақла 2017-йилдики асасий қанун өзгәртишлири билән президентлиқ түзүмигә өтүлди шундақла әдлийә сийасийлаштурулди, тәйинләшләргә әрдоған бивастә арлишидиған һаләт шәкилләнди. йәнә келип президент намзати әкрәм имамоғлуға охшаш өктичи шәхсләр түрмигә ташлиниши вә җумһурийәт хәлқ партйси (җ һ п) ниң қурултайиниң 2-3 йилдин кийн бикар қилинип түркийә сийаситидә сайламда йеңилиш рикорти йаратқан камал қилчдар оғлиниң җ һ п ниң беишға қайта кәлтүрүлиши түркийәдә әдлийә вә қанунниң адиллиқ فонкисийәсини йоқатқанлиқиға ишарәт қилмақта.
ислаһатлар арқилиқ түркийәни йавропа иттипақиға әза қилиши керәк болған әрдоған,түркийәни тәкшүрүш вә тәңпуңлаштуруш механизмлири аҗизлашқан һоқуқ бир шәхскә мәркәзләшкән бир дөләткә айландурди. сийасий орни мустәһкәмләнгәнсери, униң йавропа иттипақиға болған қизиқиши вә тайиниши вақитниң өтүши билән азайди. шуңа, һазирқи түркийә әзалиқ үчүн керәклик демократик өлчәмләргиму йетәлмәйду. илгирики йавропа комитетиниң рәиси йункер бу сәвәбтин түркийәниң йеқин арилиқта йавропа иттипақиға әза болуш «орнида әмәсликини» билдүргән.
тәбиийки, түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики йатлишиш йәнә бир җәһәттин йавропа иттипақиниң өзидики тәрәққийатлар биләнму мунасивәтлик. җуғрапийлик кеңийиш әмди қитәгә тәсир көрситиватқан барлиқ мәсилиләрниң өлчәмлик һәл қилиш чариси дәп қаралмайдиған болди. йавропа қиммәт қарашлири вингирийә қатарлиқ бир қанчә әза дөләтләрдә ашкара дәпсәндә қилиниватиду. истанбулниму өз ичигә алған бир қанчә йавропа шәһәрлиридә йүз бәргән, кишини чөчүтидиған вә қанлиқ терорлуқ һуҗумлири нәтиҗисдә йаврупада исламоفобийа күчәйди. бу терорчилар ислам намидин һәрикәт қилидиғанлиқини дәва қилғанлиқтин, адәттики кишиләр үчүн уларни динидин айрип қараш қийин болмақта. голландийәдики әркинлик партийәси (PVV) вә германийәдики (AfD) қатарлиқ ашқун оңчил идийәләрниң күчийиши қатарлиқ ички амиллар бу дөләтләрниң түркийәниң әзалиқиға қаттиқ қарши туришиға түрткә болмақта. охшашла, түркийәдиму йавропа иттипақиға әза болушни күчлүк қоллаш сүрити шиддәт билән төвәнлиди.
һәсинкам аччиқ армути татлиқ: түркийә-йаврупа сода мунасивити түркийәниң йаврупа хәвпсизликидики орни
гәрчә түркийә вә йаврупа иттипақи оттурсида сийасий түзүм вә қиммәт қараш қатарлиқ җәһәтләрдә чоң пәрқ болсиму, шундақла түркийәниң әзалиқ мусаписи бир талай көңүлсизликләр билән нәтиҗиләнгән болсиму икки тәрәп оттурсида толиму йеқин сода мунасивити мәвҗут. бу тәбий һалда җуғрапийлик йеқинлиқ вә таварлардики бир-бирини толуқлаш алаһидилики билән мунасивәтлик. шундақла икки тәрәп арисида әсирлик йеқин тиҗарәт мунасивити бар.
болупму 1995-йилдики йавропа иттипақи-түркийә таможна иттипақи санаәт маллиридин елинидиған таможна беҗини әмәлдин қалдуруп, аптомобил, машина, тоқумичилиқ, електр сайманлири вә пишшиқлап ишләнгән йеқилғу саһәлиридә бирликтә тәминләш зәнҗири бәрпа қилишни мумкин қилди. вақитниң өтүшигә әгишип, йавропа ишләпчиқарғучилири түркийәни район характерлик ишләпчиқириш базиси қилип бекитти, түркийә болса йавропа иттипақиниң техникилири, санаәт хам әшйалири вә енергийә мәһсулатлирини импорт қилди . нәтиҗидә бүгүнки тәңпуң импорт-експорт қурулмисини вә йуқири сода миқдарини шәкилләндүрди.
түркийә-йавропа иттипақи содиси түркийәниң йавропа иттипақи билән чоң типтики, чоңқур бир гәвдиләшкән икки тәрәплимә сода мунасивитини сақлап келиватқанлиқини көрситип бериду. 2025-йили 1-айдин 7-айғичә болған арилиқта, түркийә йавропа иттипақидин тәхминән 67.7 милйард америка доллири қиммитидики мал импорт қилди вә тәхминән 67.6 милйард америка доллири қиммитидики мал експорт қилди, бу мәзгилдә түркийә-йавропа иттипақи сода омумий соммиси 135.3 милйард америка доллириға йәтти. TradeInt ниң әң йеңи санлиқ мәлуматлириға қариғанда, түркийәниң йавропа иттипақидин қилған импортида қезилма йеқилғулар 19.38 милйард доллар, аптомобиллар 16.08 милйард доллар вә машина-үскүниләр12.50 милйард долларболған. шуниң билән бир вақитта униң йавропа иттипақиға қилған експортида аптомобиллар 18.14 милйард доллар, машина-үскүниләр 7.98 милйард доллар вә пишшиқлап ишләнгән қезилма йеқилғулар 6.48 милйард доллар асаслиқ орунни игилигән. йәни алдинқи 7 айда түркийәниң йавропа билән болған сода соммиси тәхминән 200 милйард америка доллириға йәтти.
дөләтләр бойичә қариғанда түркийә йаврупада йәттә дөләт билән зор һәҗимлик сода мунасивитигә егә. булар:
- германийә: түркийәниң йавропа иттипақи ичидики әң чоң сода һәмраһи болуп, 2025-йили 1-айдин 7-айғичә болған арилиқта түркийә германийәдин 17.65 милйард америка доллири қиммитидики мал импорт қилди вә германийәгә 12.89 милйард долларлиқ мал експорт қилди, бу түркийә-германийә сода омумий соммисини 30.54 милйард долларға йәткүзди. бу санлиқ мәлуматлар германийәни һәм импорт һәм експорт җәһәттә йавропа иттипақидики 1-номурлуқ һәмраһиға айландурди.

- әнглийә : импорт 4.1 милйард доллар ; експорт болса 9.9 милйард доллар. йавропа иттипақидин чиққандин кейинки сода йәнила күчлүк болуп, түркийәниң тоқумичилиқ, аилә електр сайманлири вә аптомобил запчаслири арқилиқ түрткә болуватиду, әнглийә болса түркийә санаитини дора вә машина билән тәминләйду.
- италийә: импорт: 9.5 милйард доллар ; експорт 7.7 милйард доллар. аптомобил йасаш, қурулуш материйаллири вә енергийә үскүнилири асасида қурулған тәңпуң һәмкарлиққа егә.
- فрансийә: импорт 7.8 милйард доллар ; експорт 6.3 милйард доллар. сода көп хиллиқни сақлап кәлмәктә, авиатсийә-аләм қатниши, мудапиә, тоқумичилиқ вә истемал маллирини өз ичигә алиду.
- испанийә : импорт 5.8 милйард доллар ; експорт 6.1 милйард доллар. машина, полат- төмүр вә йеза игилик мәһсулатлири тәрипидин шәкилләнгән, тәхминән тәңпуң болған сода еқими болуп, испанийә түркийә маллириниң җәнубий йавропаға киришидики муһим дәрваза һесаблиниду.
- голландийә: импорт 3.1 милйард доллар ; експорт 4.7 милйард доллар. муһим әшйа оброти вә қайта експорт мәркизи болуп, роттердам порти түркийәниң шималий йавропаға қилған експортиға қолайлиқ йаритип бериду; сода химийәви маддилар, металлар вә пишшиқлап ишләнгән малларни мәркәз қилиду.
- руминийә: импорт 2.7 милйард доллар; експорт 5 милйард доллар. қурулуш материйаллири, металлар вә енергийә үскүнилири саһәсидә зор сода һәҗими мәвҗут шундақла руминийә түркийәниң шәрқий вә оттура йавропаға тутишидиған көврүкидур.
бу йәрдә диққәт қилишқа керәклик болған нуқта, санлиқ мәлуматлар йуқиридикидәк болсиму түркийәниң әң чоң тавар сетивалидиған дөлити 32.2 милийарда долларлиқ сода һәҗими билән хитайдур. түркийәниң хитайға сатидиған тавар миқдари болса тилға елишқа әрзимәйдиған дәриҗидә аздур. түркийәниң 2- чоң тавар импорт дөлити болса 29 милийард доллар билән русийәдур.

түркийә- чәткә қеқишқа болмайдиған бихәтәрлик шерики
түркийә тарихтин бери һәрбий җәһәттин күчлүк дөләт. осман емирийәсиниң сйасий һөкүмранлиқи үч қитәгә йейилған вақитта җәнубий йаврупаниң көп қисим зимнилирини ишғал қилған. түркләрниң бу тарихи йаврупа билән узунға созулған қанлиқ уруш тарихи болуп йаврупа иттипақи йаки йаврупалиқларниң түркийәгә болған сәлбий қарашлириниң муһим сәвәблиридин биридур. әмма санаәт инқилабидин кийн йаврупа дөләтлири тиздин күчәйди, нәтиҗидә осман емпирийәсиниң күчи йаврупадин пәйдинпәй сиқип чиқирилди вә 1908-йили османли әнгилийә тәрипидин әсргә елинди. 1923- йили ата түрк түркийә җумһурийтини қурди. түркийә йәнила һәрбий тәрәққийатқа зор дәриҗидә мәбләғ селип кәлди вә әскири күчи йилдин-йилиға күчийип маңди.
йаврупада болса иш тәтүригә қарап маңди. дунйаниң хоҗилири болған йаврупа дөләтлири 1914-йили башлиған 1-дунйа уруши вә 1939-дин 1945 кичә давам қилған 2- дунйа урушида ғайәт зор аҗизлап кәтти. техиму чатақ болғини америкиниң дунйани йеңидин тәртипкә селиш пилани рамкисда йаврупаниң бихәтәрлики нато күнлүки астида америкиға тапшурулди. ишлар наһайити йахши кетиватқандәк көринивататти. йәни йаврупа милийардларчә доллар пулни мудапиә ишлириға селишниң орниға тиҗарәткә ишләтти. нәтиҗидә йаврупада мисли көрүлмигән иқтисади байашатчилиқ барлиққа кәлди. 1991-йили совит йемирилгәндин кийнки мәнзирә техиму шундақ болди. йаврупаниң «қабаһәтлик чүши» болған руслар аҗизлап кәткән болуп йаврупалиқларниң бихәтәрликтин әнсиришиниң техму бәк һаҗити йоқ иди. иқтисад хәлқ турмуши, маарип, пән – техника , адаләт, аммиви қурлушлар вә тиҗарәт қатарлиқ саһәләргә селинди. йаврупадики байашатлиқ, гүллиниш, кишилик һоқуқ тәрәпләрдики тәрәққийат милйунлиған көчмәнләрниң әң арзу қилидиған райуниға айландурди.
әмма путинниң русийәни қайтидин күчләндүрүши вә тиғ учини йәнә йаврупаға қаритиши билән йаврупа өзиниң бихәтәрликидин әнсирәшкә башлиди. 2014- йили қирим вә униңдин кийн окраийнаға таҗавуз қилиши йаврупани чүчүтти. әмма ширин чүшидин ойғатқан качатни трамптин йеди. йаврупа вә окраийнаниң һәрбий арқа тирики болған америка « җиқ пул болмиса қорал йоқ» деди. техиму йаман болғини, трамп йаврупани «бикарлиқ пойизға чиқивалғучилар» вә «һәййарлар» дәп атиди вә натони тарқитивитиши мумкинликини, шундақла йаврупалиқларниң өзиниң бихәтәрликини өзлири ойлишиши керәкликини ейтти. окраийнаға болған һәрбий йардәмни тохтитиш арқилиқ техиму ениқ сегинал бәрди. арқидин иранға қозғиған урушта йаврупадин күткән қоллашни алалмиған трамп очуқ – ашкара һалда америкиниң йаврупа үчүн нурғунлиған урушқа киргинини, йаврупаниң болса америка қийн әһвалға чүшүп қалғанда йардәм бәрмигәнликини тилға елип миннәт қилди.
әмәлийәттә бу сийасий тәрәққийатларниң бериватқан сегинали бәк ениқ иди; йәни йаврупа әң тиз сүрәәттә өзиниң мудапиә қалиқинини шәкилләндүрүш керәк. әмди америкиға ишнидиған вақит кәтти. бу макронниң йаврупа ордисини қуруш чиқиш тәшәббуси билән охшаш иди. америка болмиса русийәниң окраийани ишғал қилип қара деңиз қирғиқидики дөләтләргә һоҗум қилиш һитималлиқини чәткә қаққили болмайду. чүнки русийәниң мәқсиди деңизға бивастә ечилиш. русийәла болидикән йаврупа бихәтәрлик бесимидин қутулалмайду. һазир йаврупа соғуқ уруш дәвридинму еғир болған бир хәтәр ичидә. шуңа тоғра болғини йаврупаниң натосини қуруп чиқиш керәк.
мана мәсилә дәл бу йәргә кәлгәндә түркийә нәзәрдин сақит қилидиған күч әмәс. йавропа түркийәниң армийәсигә, мудапиә санаитигә вә җуғрапийәлик орниға илгирики һәрқандақ вақиттикидинму бәкрәк еһтийаҗлиқ.түркийә бу җуғрапийәдә муқимлиқ експорт қилалайдиған бирдинбир дөләт. түркийәниң немә үчүн қайтидин күнтәртиптә икәнликини чүшиниш үчүн, алди билән униң орниға қараш керәк. қара деңизниң җәнубида, оттура шәрқниң шималида кавказ райониға хошна, шәрқий ақ деңизниң қойнида. йәни түркийә йавропаниң бихәтәрлик кризислириниң тамамән дегүдәк һәммисигә йеқин бир орунда туриду.
әмма мәсилә пәқәтла орун мәсилиси әмәс. түркийә бир тәрәптин димкратийәдин узақлашқан болса йәнә бир тәрәптин һәрбий күчини үзликсиз тәрәққий қилдурмақта. түркийә мудапиә санаити әмди пәқәтла өз районида әмәс, бәлки дунйа миқйасида алқишлинидиған, ишиншкә болидиған, диққәт билән көзитилидиған вә таллинидиған бир системиға айланди. түркийәдә броневиклар, һуҗумчи вә чарлаш дронлири, уруш парахотлири, кичик типтики қораллар вә оқ-дорилар тохтимай чиқиватиду. пүтүн йавропада түркийә билән бу җәһәттин сода қилишқа болған қизиқиш күчәймәктә.
түркийәниң йавропа мудапиәси үчүн пәқәт нәзәрийәви бир еһтималлиқла әмәсликини көрситип беридиған әң җанлиқ мисалларниң бири испанийә. йавропа иттипақи вә нато әзаси болған испанийә, йеңи әвлад учқучилирини тәрбийәләш үчүн түркийәдә ишләнгән HÜRJET айропиланини таллиди. бу пәқәтла «бир айропилан сетивелиш» әмәс. чүнки учқучи тәрбийәләш айропилани бир дөләтниң кәлгүсидики уруш учқучилирини йетиштүридиған системиси дегәнликтур. йәни испанийә өз һава армийәсиниң тәрбийәлинишидә түркийәдә ишләпчиқирилған бир қоралға ишәнгән болди. испанийә билән түзүлгән келишим даирисидә, 30 данә HÜRJET тәрбийәләш вә йеник һуҗум айропилани үчүн 2.6 милйард йавролуқ тохтам имзаланди.
буниңдин башқа түркийәниң учқучисиз айропилан ишләпчиқарғучиси байкар (BAYKAR) йеқинда италийәниң мудапиә гигант ширкити леонардо билән бирләшмә кархана келишими имзалиди, бу һәрикәт ширкәтниң йавропаниң учқучисиз айропилан базиридин техиму чоң үлүшкә еришишигә түрткә болиду.
рәсмий байанатларға асасланғанда, түркийә мудапиә санаити саһәсидә 182 түрлүк келишим билән җәмий 8 милйард долларлиқ сода соммисиға йәтти. буниң ичидики 6 милйард долларлиқ қисми биваситә експортни нишан қилған келишимләрдин тәркиб тапқан. түркийәниң мудапиә вә авиатсийә експорти 2026-йилиниң дәсләпки төт ейида өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 28 ашти.
түркийә йавропаниң оқ-дориға болған еһтийаҗиниң һечболмиғанда бир қисмини қандурушқа лазимлиқ санаәт базисиға игә. түркийә армийиси мәйли шималий атлантик әһди тәшкилати ичидә йаки сиртида болсун, йавропа өзиниң бихәтәрлик қурулмисини бәрпа қилиш үчүн еһтийаҗлиқ болған күч вә тәҗрибигә игә. украинадин башқа, йавропадики һечқандақ армийә түркийәниңкидәк чоң әмәс, униң 400,000 әтрапида актип әскири бар.
бу сәвәбтин нурғун кишиләр нато әзаси түркийәни йавропа иттипақиниң русийәдин келидиған тәһдитләрдин мудапиәлинишигә йардәм бериштә йахши орунда дәп қарайду. түркийәниң йавропани қоғдаш үчүн сунидиған нурғун нәрсилири бар. шундақла нурғун җәһәттин ейтқанда, у йавропалиқ херидарлар үчүн көңүлдикидәк таллаш. мутәхәссисләрниң ейтишичә, йавропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр һәмдә ширкәтләр оқ-дора вә мудапиәгә мунасивәтлик техника үчүн йеқин арилиқ, йуқири техника вә тәннәрхи йуқири болмиған тәминләш зәнҗиригә моһтаҗ. асасий җәһәттин түркийә бу өлчәмләрниң нурғунлириға уйғун келиду, буниң билән мудапиә вә хәвпсизлик һәмкарлиқи үчүн муһим бир намзаттур.
түркийә нөвәттә өзиниң йуқири дәриҗилик заманиви қирғучи айропиланлирини тәрәққий қилдуруватиду һәмдә дунйадики әң чоң учқучисиз айропилан йәни дрон ишләпчиқирдиған дөләтләрниң биригә айланди. түркийә һәм дрон ишләпчиқириш вә сетиш һәм армийсидә актип хизмәт қиливатқан дронларниң сани җәһәттә дунйада америка вә хитай билән охшаш сәвийәгә егә. һәтта бәзи тәрәпләрдә бу икки дөләттин илғар тәрәплириму бар. һазир түркийә армийсидә актип ишлтиватқан дронларниң сани 3598 болуп, исраилийәдин 9, америкдин 30 дронни сетвалғинини һисабқа алмиғанда қалған һәммиси түркийәниң өзи ишләпчиқарған дронлиридур. дронларниң заманиви урушни нәқәдәр өзгәртивәткәнликини окраийна вә иран урушида көрдуқ. дронниң тәннәрхи әрзан, әмма уни тосуш тәннәрхи һәм қийн һәм һәддин зийадә қиммәт болуши шундақла нишанларға таллап зәрбә бериш җәһәттики йүксәк فонксийәси билән урушта козур қоралға айланмақта.
түркийәниң дрон فилоти : җәмий 3598

түркийә учқучисиз айропиланлири, тағлиқ қарабағ урушида русийәниң мудапиә әслиһәлиригә, русийәниң башқурулидиған бомба техникисиға вә қуруқлуқтики русийә танкилириға қарши интайин үнүмлүк болған.байрақтар TB2 учқучисиз айропиланлири украинаниң русийәгә қарши урушға йардәм бәрмәктә. шундақла полша вә руминийәгә охшаш йавропа иттипақи дөләтлири тәрипидин сетивелинди. аفриқа дөләтлириму өткән бир қанчә йилда түркийәниң көп миқдардики учқучисиз айропиланлирини сетивалди. түрк мудапиә санаити вәкиллири йавропаниңму еһтийаҗини қандурушқа тәййар икәнликини сөзлимәктә.
йавропа иттипақи америкдин кийнки кәлгүси мудапиә истратгийси үчүн «учқучисиз айропилан сепили» дәп атиған мудапиә систимисини қурушқа алдираватқан болуп, мундақла қарайдиған болсақ,йуқиридики җәдвәлдә көрситилгәндәк түркийә нурғун түрдики учқучисиз айропиланларни ишләпчиқириду, бу йавропа үчүнла әмәс, бәлки дунйадики нурғун дөләтләр үчүн зор қизиқиш қозғайду. йавропа әлвәттә буларға җәң мәйданлирида русийәниң топ-топи билән келидиған учқучисиз айропиланлириға тақабил туруш үчүн ишлитилидиған қораллиқ учқучисиз айропиланлар нуқтисидинму қизиқиду.
бирақ әрдоған йавропа үчүн асан бир шерик әмәс. әнқәрәниң гиритсийә вә сипрус билән болған узун муддәтлик талаш-тартишлири йәнила давамлашмақта, әрдоған русийә президенти виладимир путин билән қойуқ мунасивәтни сақлап кәлмәктә. дөләт ичидики демократийәниң чекиниши түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш сөһбитиниң нәччә йилдин бери тохтап қелишини кәлтүрүп чиқарди.
әмма вәзийәт өзгәрди. йаврупаниң бихәтәрлик әндишиси вә бу җәһәттә түркийәгә болған һитийаҗи түпәйлидин димкратийә вә кишилик һоқуқуниң байрақдари болған йаврупаниң тили тутулушқа башлиди. өткән бир йилда түркийәниң асаслиқ өктичилиригә қарши елип берилған бастурушлар йавропаниң көрүнәрлик тәнқидини қозғимиди. имамоғли тутулғандин кийн йаврупадин күчлүк бир инкас кәлмиди. һазир түркийәдә әрдоғанға җәң елан қилмақчи болған асаслиқ өктичи партийәниң рәһбәрлик қатлиминиң (мәсилән җ һ п дә өзгүз өзәлниң орниға камал қиличдар оғлиниң кәлтүрүлиши) түркийә сот системиси тәрипидин алмаштурулуш гирдабиға берип қалған бир басқучқа кәлди. бу йәрдә һәтта сайлиғучиларниң таллаш һоқуқиму қалмайдиған вәзийәт шәкилләнмәктә.
буларға қарита, йавропа түркийә вә әрдоған һөкүмитигә бесим ишлитәләйдиған туруқлуқ, ундақ қилмаслиқни таллиди. немә өзгәрди? әлвәттә түркийәниң демократийә мәсилиси анчә көп өзгәрмиди. бәлки йаврупаниң хәвпсизлик мәсилиси өзгәрди, чүнки русийәдин кәлгән омумйүзлүк мәвҗут тәһдит алдида түркийәниң димкратийә мәсилисгә арлишиш һәрбий мудапиә вә украина мәсилисидики һәмкарлиққа қариғанда кичик бир аваричилиқ халас. бу хәлқар мунасивәт риализим еқиминиң дөләтләр ара мунасивәтниң әсли маһийити (default mode) икәнлики қаришини қоллайду. йәни бир дөләтниң мәвҗутлуқи тәһдидткә учриғанда кишилик һоқуқ вә димкратийә қатарлиқ либрал қиммәт қарашлар бир тәрәпкә иттрилип қойилиду.
йаврупаниң түркийәгә иһтийаҗи чүшүши билән йаврупа түркийәгә бурун сетишни рәт қилған бәзи қоралларни сетип беришкә башлиди. мәсилән түркийә америкиниң имбаргоси сәвәбидин F-35 алалмиғандин кийн йаврупадин Eurofighter елишқа мәҗбур болди. әнгилийә 40 данә сетишқа мақул болди.италийә вә испанийәму қошулди. гирманийә болса башта буниңға қошулмиған болсиму кейин 40 данә сетип беришкә мақул болди.
әлвәттә түркийә үчүнму йаврупа билән биллә русийәгә қарши һәрбий иттипақ қуруш тоғра болған истратигйилик таллаштур. әң башта түркийә йавропа иттипақи кәлгүси төт йилда аҗритишни пиланлаватқан йүз милйардларчә долларлиқ мудапиә чиқимидин бәһримән болалайду. бу түркийә һәрбий санаитигә техиму тәрәққийат елип келиду. оттура шәрқ, русийә вә украина билән болған қара деңиз районидики вәзийәткә қарайдиған болсақ, түркийә өзини барғансери давалғуп туруватқан бир районниң ичидә икәнликини көрмәктә. русийә тарихтин буйан һәм түркийәниң һәм йаврупаниң рәқиби болуп кәлгән. шундақла русийәниң һазирқи очуқ деңизға чиқиш пилани түркийәниң қара деңиз вә оттура деңиздики мәнпәтигә бивастә тәһдид шәкилләндүриду. йәнә келип русийә түркийә вә әзәрбәйҗан билән зидийти болған әрмәнийәниң әң чоң һамийиси шундақла түркийәниң райунлуқ рәқиби иранниң иттипақдиши. бундақ һаләттә йаврупа билән һәрбий җәһәттин бирлишиш түркийәниң дөләт мәнпәтигә уйғун.
пайдиланған мәнбәләр:
- DW News. (n.d.). Can Turkey be a reliable partner for European security? [Video]. YouTube.
- DW Türkçe. (n.d.). Avrupa’nın ikilemi: Türkiye ortak mı tehdit mi? [Video]. YouTube.
- globalEDGE. (2023, October 8). Turkey: Trade statistics. Michigan State University.,
- Handy, N. (2023, September 2). This is why Turkey won’t make it into the EU. Fair Observer.,
- Kuneralp, S. (2017, May 2). Turkey-EU relations: Past, present – and future? Heinrich Böll Stiftung.,
- Regional Defence Review. (n.d.). Turkish drone force.
- Simeonova, M., & Ziccardi, A. (2026, April 10). Amid the mayhem: Three steps for the EU and Turkey to protect their interests. European Council on Foreign Relations.,
- Tastan, K. (2024, September 6). EU-Turkey economic relations in the era of geo-economic fragmentation. Stiftung Wissenschaft und Politik.
- Warpower Turkey. (n.d.). Just a moment….
