бу йазма мәвлан тәңриқут (шеففилд һаллам унвирситити, әнгилийә) ниң 2026- йили 2-айда « ислам тәтқиқати журнили» ниң 55-санида елан қилинған « “Yabani” ve “Ehlîleştirilmiş” Barbarlar: Hui Müslümanları Niçin Uygurlar Kadar Baskı Görmüyor? “Wild” and “Tamed” Barbarians: Why are Hui Muslims not Oppressed like the Uyghurs? » намлиқ илмий мақалисиниң қисқартилған нусхисидур. мақалә узун болғанлиқи үчүн иккигә бөлүп йоллиниду. бу бөлүм уйғурларға мунавсивәтлик болуп туңганлархуйзулар һәққидики бөлүм бир нәччә һәптә илгири йолланған. оқумақчи болсиңиз өтүкән сийасәт тәтқиқат мәркизимизниң тор бетигә қәдәм тәширип қилиң. мақалиниң толуқ нусхисини оқумақчи болсиңиз бу улиништин https://doi.org/10.26570/isad.1669903 оқуң.
бу мақалә гәрчә охшаш силам диниға итқад қилсиму хуйзуларниң немә үчүн хитай һөкүмити тәрипидин уйғурларға охшаш зулум вә бесмға учурмайдиғанлиқини мулаһизә қилиду. аптур хитайниң тарихий вә сийасәт пәлсәпәси нуқтисидин «йавайи» дәп түргә айриған хитай болмиған хәлқләргә болған қаришини вә бу хәлқләрниң хитай билән болған тарихий вә мәдәнийәт мунасивитини анализ қилиш арқилиқ, хуйзулар вә уйғурларға йүргүзүлгән пәрқлиқ сийасәтләрни тәһилил қилған. чиқарған йәкүни болса 1) хитай һакимийәт чүшәнчисиниң мәдәнийәт көп хиллиқини тәһдит дәп қариши 2) уйғурлар вә хуйзуларниң хитай мәдәнийитигә асмилатсийә болуш, йәни «көндүрүлүш» дәриҗисидики пәрқлири 3) вә хитай билән болған тарихи мунасивитиниң охшимаслиқи хитайниң бу икки хәлққә пәрқлиқ сийасәт йүргүзүшини кәлтүрүп чиқарға сәвәбләрдур. аптур йәнә гәрчә уйғурлардәк зулумға учурмисиму, хуйзуларниң бесимға учурмиған дәп қарашниң тоғра әмәсликини оттуриға қойған.
мақалидә һәм туңган һәм хуйзу исми қоллинилди. һәр икки исим охшаш хәлқни көрситиду. мақалидики «түркләр» дегән сөз шәрқий түркистанда йашайдиған уйғур, қазақ, қирғиз, өзбик қатарлиқ хәлқләрни, бәкрәк уйғурларни көрситиду. униңдин башқа мақалидә хитай һакимийәтлириниң хитай болмиған хәлқләргә болған көз қариши вә сийаситини уларниң сийасәт пәлсәпә чүшәнчиси билән ипадиләш мәхсидидә уйғур вә туңганлар үчүн «вәһший» вә «көндүрүлгән» дегән сүпәтләр ишилтилди. йәни хитайниң әнәниви дунйа қаришида хитай болмиған пүтүн хәлқ «йавайи» дур; бу йавайиларниң арсида хитай мәдәнийтигә асмилатсийә болғанлар (йаки қобул қилғанлар) «көндүрүлгән» йавайилар» дур, асмилатсийә болмиғанлири (йаки қобул қилмғанлири) «вәһший йавайилар» дур.
мәйли хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиниң тәсиригә учриғанлар, йаки шәрқий түркистанда немиләрниң боливатқанлиқи һәққидә чәклик мәлуматқа игә болған кишиләр уйғур тәтқиқатчи вә паалийәтчиллиридин тола сорайдиған суалларниң бири хуйзуларниң немә үчүн уйғурларға охшаш омумйүзлүк бир бесимға дуч кәлмигәнлики йаки икки милләткә қаратқан бесим сийасәтлириниң немә үчүн пәрқлинидиғанлиқидур. бу мақалиниң мәхсиди бу пәрқниң сәвәбигә илимий усулда җаваб бериштур. чүнки мәсилигә бизләр кочидин аңливалған «туңганлар хитайларниң йениға барса шапақ допписини еливитип тилимиз бир дәйду; уйғурларниң йениға кәлсә динимиз бир дәйду» дегәндәк қараш билән җаваб бәргили болмайду.
әскәртиш: бу бөлүмни толуқ чүшиниш үчүн алдинқи йазминиң хитай сийасәт пәлсәпәсидә хитай болмиғанларға болған қарашниң йилтизи, тәрәққийати шундақла җуңхуа минзу уқуми һәққидики қисмлирини оқушиңиз тәвсийә қилиниду.
уйғурлар: «көндүрүлмигән» йавайилар
тарихчи майлис йу көрситип өткәндәк, шәрқий түркистан хитай билән тарихий, етник вә мәдәнийәт бағлиниши әң аз болған райондур. хитай гәрчә бу районниң қәдимки дәврләрдин тартип хитайниң айрилмас бир қисми икәнликини илгири сүрсиму, әмма шәрқий түркистанниң бейҗиң мәркәзлик бир һакимийәткә бағлиниши 1759-йили көчмән хәлқ болған манҗулар тәрипидин әмәлгә ашурулған. 1865-йили йақуп бәгниң рәһбәрликидә қәшқәрийә дөлити қурулуп, османли дөлитигә беқиниғанлиқини җакарлиған, әмма 1877-йили туңганларниң исйанини бастурған зозуңтаң қуманданлиқидики манҗу-хитай қошуниниң һуҗуми билән мустәқиллиқини йоқатқан. 1884-йили шәрқий түркистан манҗу ханиданлиқиниң өлкә түзүлмисигә киргүзүлгән вә «йеңи чегра» йаки «йеңидин еришилгән земин» мәнисидики «шинҗаң» (新疆) дегән исим рәсмий ишлитилишкә башлиған. 1912-йили манҗу ханиданлиқиниң йиқилиши билән шәрқий түркистанда нурғун қозғилаңлар йүз бәргән вә 1933-йили шәрқий түркистан ислам җумһурийити, 1944-йили болса шәрқий түркистан җумһурийитидин ибарәт икки мустәқил һөкүмәт қурулған. бу җәрйанларда туңганлар билән болған уруштикигә охшаш наһайити чоң вәйранчилиқлар йүз бәргән, мәсилән 1765-йили шәрқий түркситанда йүз бәргән бир қозғилаңда манҗу-хитай әскәрлири 2000 уйғур өлтүргән вә 8000 айални сүргүн қилған. 1876-йили уйғурлар тәхминән 5000-6000 әскиридин айрилған болса, 1866-йили уйғурлар 12000 манҗу-хитай қошунини өлтүргән. кейинки мәзгилләрдә йүз бәргән урушлардиму мошуниңға охшаш бир-бирини қирғин қилишлар йүз бәргән. әмма шәрқий түркистанда көп санда хитай йаки манҗу нопуси болмиғанлиқи үчүн, туңганлар билән болған уруштәк етник урушлар йүз бәрмигән.
1949-йили коммунистлар хитайға һаким болғанда, совет иттипақиниң арилишиши вә бесим қилиши билән 1944-йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийити (2-җумһурийәт) билән келишим һасил қилип, шәрқий түркистанни йеңи хитай һакимийтигә қошувалған. 1955-йили аптономийә салаһийити берилип, шинҗаң уйғур аптоном райони дәп аталған. илгири тилға елинғандәк, хитайда йашайдиған хәлқләр әллик алтә етник гуруппиға айрилған; етник гуруппиларниң баравәрлики, дини вә мәдәнийитини йашитиш, тәтқиқ қилиш вә тәрәққий қилдуруш һоқуқлири қануний җәһәттин капаләткә игә қилиндиғанлиқи илгири сүрүлгән.
бирақ хитай «җуңхуа миллити» қуруп чиқиш идийәсидин ваз кәчмигән, әксичә уни үзлүксиз тәрәққий қилдурған. хитай мәдәнийити асаслиқ еқим болған, башқа мәдәнийәтләрниң униңға әгишип әң ахирида ассимилйатсийә болуши күтүлгән бу «үстүн салаһийәт» идийәси тәрәққий қилғансери хитай мәркәзчилик түсини алған. туңганлар бөлүмидә мав зедоң дәвридики етник сийасәтниң хитай етник гурупписини вә мәдәнийитини мәркәзгә қойған тәдриҗий тәрәққийат характеригә игә икәнлики тилға елинған иди. ләیболдниң қаришичә, бу хитай мәркәзлик етник тәрәққийат қариши марксизмлиқ тарихий материйализм билән маслишипла қалмай, шуниң билән бир вақитта «хитай-йавайи тәртипи» қаришиниму әкс әттүрәтти. йәни хитайниң заманиви милләт қурулуши асасән әнәниви башқуруш чүшәнчисини әкс әттүрәтти; у қатламлиқ қурулмиға игә болуп, хитай мәдәнийити әң үстидә иди, башқа хәлқләрниң униңға қошулуши күтүләтти, шундақ қилип идеологийәлик, мәдәнийәт вә җуғрапийәлик җәһәттин куңзичә «бүйүк бирлик» әмәлгә ашурулмақчи иди.
1900-йилларда оттуриға қойулған йеңи салаһийәт издәш вә бу йөнилиштә тәрәққий қилдурулған «җуңхуа миллити» (хитай миллити) идийәсиниң асасий тирики – мана бу хитай болмиғанларниң земинлирини контрол астида тутуш иди. шуңа лути ейтқандәк, хитайниң етник нәзәрийәлири илмий болуштин көрә көпрәк сийасий иди. куңзичә «бүйүк бирлик» пиринсипи вә хитай билән хитай болмиғанлар мунасивитидики хитай мәркәзчилики қариши заманиви хитай миллити қурулушиниңму ул теши иди. гәрчә бүгүн хитай хәлқ җумһурийити асасий қанунида әллик алтә етник гуруппиниң баравәрлики қәйт қилинған болсиму, лейболд вә лутиниң тәтқиқатлирида ипадиләнгинидәк, «чоң хитайчилиқ шовинизми» вә «йетәкчи етник гуруппа» пикири һәмишә мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә.
хитайниң етник мәсилиси дәл мушу йәрдә, йәни дөләтниң ортақ хитай кимлики қуруш тәсәввури билән асасий қанунда берилгән һоқуқлар оттурисидики пәрқниң ичигә йошурунған. бу уйғурларниң вә башқа хитай болмиған хәлқләрниң өз мәдәнийитини йашитиш вә тәрәққий қилдуруш һоқуқиниң хитай асасий қанунида капаләткә егә қилиниши билән, хитайниң буни (өз қануни бәргән һоқуқни ) бир гәвдиләшкән ортақ милләт (җуңхуа минзу) қуруш йолидики тосалғу дәп қаришиға сәвәб болмақта. хитай мушу нуқтидин чиқип, өзиниң әң йирақ вә әң йат районини сийасий һәм мәдәнийәт җәһәттин хитайниң башқа өлкилиригә охшаш қилиш үчүн узун муддәтлик нопус вә мәдәнийәт өзгәртиш истратегийәсини йолға қоймақта. мисал сүпитидә, бихәтәрлик үчүн шәрқий түркистанда бир параллел сийасий вә һәрбий қурулма болған шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәнини (1954) қуруш, нопус қурулмисини өзгәртиш үчүн хитай көчмәнләрни районға орунлаштуруш, шәрқий түркистан хәлқни идеологийәлик җәһәттин өзгәртиш үчүн сийасий тәрбийә бериш қатарлиқ сийасәтләрни көрситишкә болиду. бу сийасәтләргә йәнә қаттиқ иҗтимаий, мәдәнийәт вә диний контроллар, иқтисадий җәһәттин чәткә қеқиш вә һәр түрлүк шикайәт йаки қаршилиқларни бастурушларниму қошуп қолланмақта.
хитайниң мәдәнийәт бир гәвдиләштүрүш вә нопус өзгәртиш сийасәтлири уйғурларниң йеқинқи тарихий өтмүши вә әслимилири билән кәскин тоқунушмақта. хитайниң районни қәдимки замандин тартип хитайниң айрилмас бир қисми дәп тәшвиқ қилиши, шәрқий түркистанда тарих бойичә мәвҗут болуп кәлгән вә хитайдин мустәқил һакимийәтләр болған һон дөлити (м.б. 220-м.б. 45), көктүркләр (552-744), уйғурлар (748-840), қараханийлар (840-1212), қучу уйғур ханлиқи (866-1369), сәидийә ханлиқи (1514-1689), қәшқәрийә дөлити (1865-1878) вә 1933- һәмдә 1944-йиллири қурулған икки шәрқий түркистан җумһурийити қатарлиқ сийасий гәвдиләрниң тарихий реаллиқи билән зитлишиду. униң үстигә, районда болупму хитай хәлқ җумһурийитидин илгири хитай нопусиниң нисбити аран %6.2 болған болса, хитай хәлқ җумһурийитидин кейин дөләт қоллиған көчмәнләр сийасити нәтиҗисидә 2000-йилларғичә %41 гә чиққан, әмма улар асаслиқи үрүмчи, қарамай вә шихәнзә районлириға орунлашқан.
йәни шәрқий түркистан мәдәнийәт җәһәттин хитайдин мустәқил бир қурулмиға игә җуғрапийә болуп кәлгән. бу сәвәбтин, хитай дөлити уйғурларниң етник кимликини, тарихий мираслирини вә диний етиқадлирини нишан қилған сийасәтләрни йүргүзгән. мәдәнийәт зор инқилаби (1966-1976) җәрйанида хитай мәдәнийтиму радикал вәйранчилиқларға учраш билән биргә, уйғурларниң диний, мәдәнийити, зийалий вә диний өлималири нишанға елинған. хитай қизил қоғдиғучилири мәсчитләрни тақиған, диний текистләрни көйдүргән, өлималарни қолға алған вә мәсчитләрни чошқа فермилириға айландурған. буниңға қошумчә қилип, уйғурларниң әнәниви кийим-кечәклиригә чәклимиләр қойулған, айаллар чач пасонлирини хитайчә қилишқа мәҗбурланған. уйғур зийалийлири болса түрмиләргә ташланған йаки мәҗбурий тәрбийәләш лагерлириға әвәтилгән.
мәдәнийәт зор инқилабидин кейин, етник вә диний кимликни биваситә нишан қилған сийасәтләр алдинқи дәвргә селиштурғанда техиму йошурун вә чәклик болсиму, әмма давамлашқан. мәсилән, уйғурларниң музика, уссул, ләтипә, шеир вә әхлақ қариши қатарлиқ мәдәнийәт амиллирини өз ичигә алған әнәниви فолклор паалийити «мәшрәп», 1990-йилларда һөкүмәт тәрипидин хәвпсизлик тәһдити дәп қаралған. 1996-йили йүргүзүлгән «қаттиқ зәрбә бериш» паалийити даирисидә, мәшрәп тәшкиллигүчиси абдухелил абдурахман назарәткә елинған, еғир қийнаш нәтиҗисидә һайатидин айрилған вә һәтта аилисиниң униң җәситини көрүшигә рухсәт қилинмиған. 1997-йили болса мәшрәп вә башқа диний паалийәтләрниң бесимға учриши, «5-فеврал вәқәси» дәп аталған чоң көләмлик намайишларни кәлтүрүп чиқарған. бирақ хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ билән арилишиши нәтиҗисидә нурғун уйғур һайатидин айрилған, нурғун киши тутулған вә 200 дин артуқ киши өлүм җазасиға һөкүм қилинған.
буниңдин башқа, диний орунлар вә мәсчитләрму системилиқ һалда нишанға елинған. мәсилән, 2001-йили хитай һөкүмити оқуғучиларниң ибадәттин сәлбий тәсиргә учриши мумкинликини баһанә қилип, хотән районида мәктәпләргә йеқин болған үч мәсчитни чеқивәткән. хитай мәшрәпкә охшаш коллектип муһитта елип берилидиған мәдәнийәт паалийәтлириниң район хәлқиниң уйғур кимликини күчәйтидиғанлиқини ойлиған болса, диний паалийәтләрниң мусулманлиқ кимликини чиңитишидин әнсирәйтти. чүнки уйғурларни хитайлардин пәрқләндүрүп туридиғини дәл мушу икки кимлик иди. шуңа хитай зийалийлири уйғурларниң бу икки кимликиниң бөлгүнчиликни күчәйтиветидиғанлиқини илгири сүрәтти. уйғурлар дөләтниң бастуруш сийасәтлиригә һәм тинч, һәм шиддәтлик усуллар билән инкас қайтурған. бирақ һөкүмәт барлиқ қаршилиқларни қаттиқ бастурған; 11-сентәбирдин бурун бу һәрикәтләрни бөлгүнчилик вә пан-түркизмға, униңдин кейин болса террорлуқ вә диний әсәбийликкә бағлиған. ваһаләнки, уйғурларниң һәрикәтлириниң зор бир қисми хитайниң бесим сийасәтлиригә қарши тәрәққий қилған инкас характерлик һәрикәтләрдур. хитай хәлқ җумһурийити тарихидики әң чоң етник тоқунуш дәп қаралған 2009-йилидики «5-ийул вәқәси»ниму мушу даиридә чүшиниш керәк.
вәқә хитайниң гуаңдуң өлкисидики бир ойунчуқ завутиға мәҗбурий ишлитиш үчүн елип берилған уйғур йашларниң йатақлириниң 26-ийун әтигәндә хитайлар тәрипидин бесилип, тайқақ билән урулуши вә дөләтниң бу һуҗумға қарита һечқандақ чүшәнчә бәрмәсликигә болған инкас сүпитидә башланған. һуҗумда аз дегәндә икки уйғур йаш һайатидин айрилған, көпинчиси уйғурлар болуп җәмий 118 киши йариланған. бу вәқәдин кейин, җинайәтчиләрниң җазасиз қелишиға болған наразилиқлар күчийип, он күндин кейин пайтәхт үрүмчидә чоң типтики намайишқа айланған.
намайишчилар қоллирида хитай байрақлирини көтүрүп «адаләт» вә «баравәрлик» шуарлирини товлиған болсиму, хитай дөлити бу тәләпләрни ғәрбниң демократийә вә кишилик һоқуқни қорал қилип ишлитип хитайни парчилашқа урунуши дәп қариған. дәсләптә тинч башланған намайиш, сақчиларниң қаттиқ бастуруши билән хитай пуқралириға қаритилған шиддәткә айланған вә тоқунушларда 197 киши һайатидин айрилған. әтиси хитайлар уйғурларға қарита һуҗумларни башлиған, әмма бихәтәрлик күчлири һечқандақ арлишиш йаки тосуш тәдбирлирини қолланмиған. әксичә бир хитай партийә секретари «террорчиларни йоқитиңлар» дәп варқириған. йүз бәргән вәқәләргә қарита һөкүмәт хитайларға қарита һечқандақ қануний тәдбир қолланмиған болсиму, әмма йүзлигән уйғурни тутқун қилған вә нурғунлириға өлүм җазаси бәргән.
хитай һөкүмити йәнә уйғур тили, тарихи вә мәдәнийитини аҗизлитиш мәқситидә, уйғур тилини маарип органлири вә рәсмий дөләт идарилиридин басқучлуқ һалда чиқиривәткән. шуниң билән бир вақитта уйғурларниң тарихини өзиниң рәсмий тарих байаниға уйғун һалда қайтидин шәрһлигән. пүтүн бу чәклимиләргә қаримай, уйғур зийалийлири қолидики пурсәтләрдин әң йахши пайдилинип, уйғур тарихи, мәдәнийити вә сәнити үстидики иҗадийәтлирини давамлаштурған. 2011-йилидики санлиқ мәлуматларға қариғанда, пәқәт уйғур тилидила нәшр қилинған китаб сани йилиға тәхминән 2000 әтрапида болған болуп, бу сан шәрқий түркистанда бирнҗи, пүтүн хитай миқйасида болса иккинчи сәвийәдә турған. бу әсәрләр хитайниң рәсмий тарих тәшвиқати вә усулиға уйғун һалда йезилған. шундақла, китабларниң кириш сөз қисимлирида адәттә шәрқий түркистанниң қәдимки дәврләрдин тартип хитайға тәвә икәнлики вә уйғурларниң башқа түрк хәлқлири билән бирликтә хитай миллитиниң айрилмас бир қисми икәнлики тәкитләнгән. униңдин башқа, бу әсәрләр нәшр қилиништин бурун рәсмий тәкшүрүштин өткүзүлгән. йезилған әсәрләрниң зор көп қисми тарихий романлар йаки йерим тарихий, йерим тоқулма байанлардин тәркиб тапқан. охшимиған мәзгилләрдә охшаш болмиған йазғучилар тәрипидин йезилған бу романлар уйғурларниң һонлар дәвридин бүгүнгичә болған тарихини өз ичигә алалайдиған дәриҗидә кәңри болуп, оқурмәнләргә охшимиған дәврләрдә қурулған дөләтләр вә йүз бәргән вәқәләр һәққидә учур бериду. техиму муһими, роман шәклидики тарих байани оқурмәнләрниң өтмүшкә нисбәтән мистик туйғуларни йетилдүрүшигә, миллий иптихарлиқ туйғусини күчәйтишкә вә тарихий кимликигә болған сеғинишни қозғишиға сәвәб болалайду. болупму 1920-йиллардики хәлқ қозғилаңлири вә 1933- һәмдә 1944-йиллири қурулған җумһурийәтләр үстидә нурғун романлар йезилған.
гәрчә хитай һөкүмити асасий қанун бойичә бу хил әсәрләрни чәклийәлмисиму, әмма вақитниң өтүши билән буларни хәтәрлик нәшир бойумлири дәп қариған. 2016-йили башланған лагер вәқәлиридин кейин, 1950-йиллардин буйан нәшр қилинған уйғурчә вә қазақчә тарихий романлар чәкләнгән, нурғун йазғучи түрмигә ташланған йаки йиғивелиш лагерлириға әвәтилгән.арқидин 2022-йили бейҗиң университети иҗтимаий пәнләр журнилида елан қилинған бир мақалидә, бу романларниң миллийәтчилик һессийатини қозғитип, бөлгүнчилик идийәсигә земин һазирлиши мумкинлики тоғрисида баһалаш елип берилған.
шундақ көрүнүп туруптуки, уйғурларниң мәдәнийәт вә етник кимликини қоғдаш тиришчанлиқлири билән наһәқчиликләргә қарши елип барған күрәшлири хитай даирилири тәрипидин бир тәһдит сүпитидә қобул қилинған. буниңдин башқа, 2013-йили бейҗиңда бир уйғурниң бир машинини кишиләр үстигә һәйдиши вә 2014-йили үрүмчидики әтигәнлик базар һуҗумлири хитай җәмийитидә пәқәт һуҗумни елип барған кишиләрниңла әмәс, бәлки омумий җәһәттин шәрқий түркистан хәлқиниң террорлуққа бағлинишиға сәвәб болған. бу вәқәләр хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан хәвпсизлик сийасәтлирини барғанчә қаттиқлаштурушиға баһанә болған вә ши җинпиң тәхткә чиққандин кейин, бесим сийасәтлири техиму радикал басқучқа көтүрүлгән.
ши җинпиң дәвридики хитайниң етник сийаситиниң әң көрүнәрлик тәрипи «җуңхуа миллити» уқуми даирисидә ассимилйатсийәчи бир ортақ хитай үстүн кимликини қуруп чиқиш сийасити болған. мавдин кейин, 1990-йилларда мәшһур хитай етник нәзәрийәчи فей шйавтуң куңзичә етник мунасивәт даирисидә хитай хәлқиниң 2000 йиллиқ етник бир гәвдилишиш җәрйанини тәтқиқ қилиған. فейниң нәзәрийәсигә асасланғанда, «җуңхуа миллити» әллик алтә етник гуруппиға вәкиллик қилидиған үстүн кимликтур. бу кимлик түрлүк етник гуруппиларниң бирикиши нәтиҗисидә оттуриға чиққан. 2000 йилдин артуқ вақиттин буйан, хитай етник гурупписи кеңийип, түрлүк етник гуруппиларни сүмүрүп вә бириктүрүп, бу бир гәвдилишиштә асаслиқ рол ойниған. فей көп хиллиққа йол қойидиған, әмма хитай мәдәнийити даирисидә узун муддәтлик бир гәвдилишишни нишан қилған бир хитай үстүн кимликини оттуриға қойған вә униң қариши кәң көләмдә қобул қилинған. ши җинпиң 2014-йили өткүзүлгән 4-нөвәтлик мәркизий милләтләр хизмити йиғинида, етник бир гәвдилишишниң вә бирликкә кәлгән «җуңхуа миллити» кимликиниң муһимлиқини тәкитләп, қош тиллиқ маарип, етник гуруппилар ара мәдәнийәт сиңишиши, милләтләр иттипақлиқи үчүн қануний тәдбирләр вә йашларға қаритилған миллий аң пиланлири қатарлиқ сийасәтләрни башлаш мәсилилирини тәкитлигән. ши җинпиң «җуңхуа миллити»ниң һәмишә бирликни қоғлишидиғанлиқини вә етник истратегийәниң мәркизидә дәл мушу хитай миллитиниң бүйүк бирлики барлиқини тәкитлиди. хитайниң заманимиздики әң муһим етниң нәзәрийәчиси, хуйзу миллитидин болған проففисор ма роң йиғиндин кейин йазған бир мақалисидә ши җинпиңниң етник сийаситиниң баравәрликни ташлап, етник гуруппиларниң қошулуши, мәдәнийәт алмаштуруши вә бир гәвдилишишигә мәркәзләшкәнликини байан қилған. шундақ қилип, бу ассимилйатсийәчи сийасәт «партийәниң йеңи дәврдики милләтләр хизмити» қилип бекитилгән.
уйғур мәсилисигә кәлсәк, мәсилиниң сәвәблирини мәдәнийәт пәрқи вә дөләтниң бесимлириға қарши пат-пат қаттиқ инкасларға айланған қаршилиқлар дәп қариған хитай һөкүмити, «җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш» вә «террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш» намлиқ икки чоң сийасәтни тәң қәдәмдә башлиған. 2016-йили тибәттики бастуруш сийасәтлири билән тонулған тибәт партийә секретари чен чүәнго шәрқий түркистанға секретар қилип тәйинләнгән вә 2017-йилидин башлап кириш сөз қисмида ейтилғандәк кәң көләмлик тутқун қилишлар башланған. бу җәрйанда уйғурлар йиғивелиш лагерлириға ташланған, арқидин түрмә җазалириға һөкүм қилинған йаки мәҗбурий әмгәк завутлириға әвәтилгән. йолға қойулған сийасәтләр шәрқий түркистандики пүтүн түрк хәлқлирини нишан қилған болуп,хәлқ көлими вә усули җәһәттин мисли көрүлмигән бир қатар сийасәтләрниң буйунтурқида қалған.
2017-йили хитай диний ишлар әмәлдари «нәслини қурут, йилтизини үз, алақисини кәс вә мәнбәсини йоқат» шәклидә чақириқ елан қилған. сийасәтләрниң радикаллиқи күндилик турмуш адәтлиригичә йетип барған. мәсилән, өйидә зийадә ашлиқ сақлашуму әсәбийлик вә террорлуқниң бәлгиси дәп баһаланған. бу әмәлийәтләр пәқәт шәхсий һоқуқларнила әмәс, уйғурларниң етник, мәдәнийәт вә диний кимликиниму биваситә нишан қилған. лагерларда тутуп турулған кишиләр диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурланған, ана тилида сөзлиши чәкләнгән. лагер шаһитлириниң ейтип беришичә, уйғурлар аз дегәндә 1000 дин артуқ хитай йезиқини өгиниши, хитайчә сөзлиши вә садиқ бир хитай пуқраси икәнликини билдүрүши тәләп қилинған. буниңдин башқа, даириләр тутқунларни диний вә мәдәнийәт адәтлирини, башқа тутқунларни, достлирини вә аилисини тәнқид қилишқа мәҗбурлиған. диний ибадәтләр чәкләнгән, уйғурлар болса һарам йемәкликләрни йейишкә мәҗбурланған. әнәниви хитай байрамлирини тәбрикләш мәҗбурий қилинған, уйғур өйлири вә йезилири «ислаһат» намида чеқиветилгән вә хәлқ болса охшимиған районларға көчүрүлгән.
уйғурларниң күндилик турмуш шәклини, иҗтимаий муһитини вә пикирлирини контрол қилиш мәқситидә, сүний әқил қоллиған санлиқ мәлумат топлаш, чирай тонуш вә архип турғузуш системилири бирләштүрүлгән орвелчә йуқири техникилиқ назарәт системиси йолға қойулмақта. уйғурлар сийасий қарашлири, кимликлири вә башқа шәхсий учурлирини көзитидиған назарәт әплирини телеفонлириға қачилашқа мәҗбурланған; шундақла даимлиқ телеفон тәкшүрүш, биометирик сиканнерлаш вә сорақларға дучар қилинған. мушуниңға охшаш йәнә нурғун мисалларни сөзләп өткили болиду. бесим сийасәтлириниң бир нәтиҗиси сүпитидә, уйғурларниң хитай миллитигә болған тәвәликини ипадилиши риғбәтләндүрүлгән, диний амиллардин йирақлашқан бир кимлик йаритиш нишанланған. мәсилән, кона нахша вә шеирларни қайтидин орунлиғанда аллаһ», «тәңри», «җәннәт» дегәнгә охшаш диний түскә егә сөзләр чиқириветилгән йаки өзгәртивитилгән. шундақла, уйғур, қазақ вә қирғиз айаллириниң хитай әрләр билән той қилиши дөләт тәрипидин риғбәтләндүрүлгән болуп, бу хил тойларниң көрүнәрлик көпәйгәнлики билинмәктә.
хуласә
хитайниң хитай болмиғанларға тутқан қариши мәдәнийәт асасиға қурулған болуп, өзиниң сийасий чегриси ичидики охшимиған кимлик вә мәдәнийәтләрниң мәвҗутлиқиға йол қойуп кәтмәйду. хитайниң әнәниви башқуруш чүшәнчисигә асасланғанда, пәрқлиқ болуш- иҗтимаий маслишишчанлиққа зийан йәткүзүш арқилиқ миллий бирликкә вә хитай мәдәнийитигә тәһдит елип келиду. шу сәвәбтин хитай чегриси ичидә йашайдиған хәлқләр хитайниң йуқири мәдәнийитигә маслишип, чоң бирликни әмәлгә ашуруши вә уни қоғдиши керәк. бу хил усул тарих бойичә хитай вә хитай болмиған хәлқләр оттурисидики мунасивәтләрниң асаси болуп кәлгән. нурғун хәлқләр бу рамка ичидә хитай мәдәнийитигә сиңип кәткән; әмма бу җәрйанда еғир бесим, зораванлиқ, харлиниш вә чәткә қеқилиш қатарлиқ муамилиләргә дучар болған. хитайниң заманиви дәврдики милләт чүшәнчисиму, гәрчә охшимиған уқумлар ишлитилсиму, мәдәнийәт мәркәзчилики вә пәрқләрни хитай мәдәнийитигә сиңдүрүш чүшәнчиси әтрапида тәрәққий қилған. бу нуқтинәзәр бүгүнки күндә хуйзулар (туңганлар) вә уйғурларға қарита йүргүзүлүватқан сийасәтләрдики пәрқләрниң асасини тәшкил қилиду.
7-әсирдә әрәб, парс, түрк вә хитай хәлқлириниң өзара тәсир көрситиши нәтиҗисидә шәкилләнгән хуйзулар , тарихий җәһәттин хитай мәдәнийити билән сиңишип кәткән, вақитниң өтүши билән һәтта башқурғучи қатламғиму киргүзүлгән. моңғул йүән сулалиси дәвридә сийасий вә бйурократик қатламларда орун алған хуйзулар, миң сулалисиниң һакимийәт бешиға келиши билән бирликтә қаттиқ асмилатсийә вә бастуруш сийасәтлиригә дучар болған. бу җәрйанда хуйзулар тәққи-турқи вә мәдәнийәт кимликидин зор дәриҗидә айрилип қалған, исимлири хитайчилашқан вә диний адәтлири хитай мәдәнийити билән техиму бәкрәк сиңишип кәткән. бу өзгиришниң нәтиҗисидә ислам билән куңзи тәлимати бириктүрүлгән «хән китаб» оттуриға чиққан. 18-әсирдин башлап бәзи тәриқәтләрниң тарқилиши вә хуйзу кимликини йеңилаш тиришчанлиқлири, охшаш вақитта хитайдики чоң хәлқ қозғилаңлири билән бирликтә хуйзу җәмийити билән хитай хәлқи вә дөләт оттурисида җиддийчилик кәлтүрүп чиқарған вә ахирида түркүмләп қирғин қилиш билән нәтиҗиләнгән урушлар йүз бәргән. әмма 20-әсирдә заманиви улус дөләт идийәсиниң тарқилиши билән бирликтә, хуйзулар алди билән өзлирини җуңхуа миллитиниң бир қисми дәп тонуған шундақла мустәқиллиқ истимигән. хитай хәлқ җумһурийити дәвридә болса аптономийә салаһийити берилгән, хитай миллий кимлики ичидә техиму баравәр орунға игә болған, хитайниң мусулман әлләр билән болған сода вә мәдәнийәт паалийәтлиридә көврүклүк рол ойниған. шуңлашқа хитай һөкүмити тәрипидин дунйаға үлгилик мусулманлар сүпитидә тонуштурулған. әмма 2018-йили башланған исламни хитайчилаштуруш сийасити билән хуйзу имамлар тутқун қилинған, диний һайатиға арилишивелинған, йашларниң диний маарипи чәкләнгән вә нурғун хуйзу мәсчитлириниң ташқи көрүнүши «йад» дәп қарилип, гүмбәз вә мунарлири еливетилгән. хуйзу хәлқи бу мәсилидә пикрини байан қилиштинму аҗиз әһвалға чүшүп қалған. бу пакитлар хуйзуларниң бесимға учримиғанлиқи һәққидики сөзләрниң һәқиқәтни әкс әттүрмәйдиғанлиқини көрситип бәрмәктә.
уйғурларниң әһвали болса хуйзу җәмийитидин пәрқлиқ бир мусапини бесип өткән. улар йашайдиған районниң хитай мәдәнийәт даирисидин йирақ болуши, миллий, тил вә диний җәһәттин хитайдин рошән һалда айрилип туруши вә тарихий җәрйанда көпинчә хитай мәркәзлик бир һакимийәтниң парчиси болмаслиқи, уйғурларниң мәдәнийәт җәһәттин пәрқлиқ бир кимлик йетилдүрүшигә сәвәб болған. 1884-йили бу район рәсмий һалда манҗу сулалисиниң бир өлкисигә айландурулған болсиму, хитай нопусиниң мәвҗутлуқи интайин чәклик қалған вә хитай мәдәнийити уйғурлар үстидә бәлгилик тәсиргә игә болалмиған. әмма 1949-йили хитай хәлқ җумһурийити қурулуши билән бирликтә райондики хитай амили барғансери гәвдилик болушқа башлиған вә уйғурларниң мәдәнийәт җәһәттин сиңишип кетишигә қаритилған сийасәтләр системилиқ һалда йолға қойулушқа башлиған. бу дәврдә, хуйзуларға охшимайдиған һалда, уйғурларниң асасий қанунлуқ һоқуқлири түрлүк чәклимиләргә дучар болған. асасий қанун тәрипидин капаләткә игә қилинған диний әркинлик вә миллий кимликини йашаш һоқуқи дөләт тәрипидин «бөлгүнчилик» тәһдити дәп қаралған вә қаттиқ вастиләр билән тосқунлуққа учриған. бу әһвал уйғурлар билән хитай дөлити оттурисида үзлүксиз бир «бесим-инкас дәврийлики» ни пәйда қилған болуп, бу җәрйан лагерлар вә мәҗбурий әмгәккә селишқичә болған кәң көләмлик ассимилйатсийә сийасәтлиригә айланған.
хуйзулар вә уйғурларға қарита елип берилған пәрқлиқ муамилиләрниң арқа көрүнүшидә, бу икки хәлқниң хитайлишиш сәвийәсидики пәрқләр, охшимиған тарихий өтмүши вә хитай дөлитиниң бихәтәрлик қариши йатиду. тарихий нуқтидин қариғанда, хуйзу җәмийити әсирләр бойи хитай җәмийити ичидә тәдриҗий һалда маслишип, шу арқилиқ дөләт нуқтисидин тәһдит пәйда қилмайдиған, «көндүрүлгән» йавайиларға айланған. буниң әксичә, уйғурлар хитайниң сийасий вә мәдәнийәт қурулмисиға пәқәт 20-әсирниң оттурилиридин башлапла қошулған; хитайчилаштуруш сийасәтлиригә дучар болуватқан болсиму, йәнила «көндүрүлмигән» һаләттидур, шуңлашқа тәһдит амили сүпитидә қаралмақта. хитайниң бүгүнки күндә йолға қойуватқан сийасәтлири, уйғурларни хуйзу җәмийитигә охшаш «башқурғили болидиған» бир җәмийәткә айландуруш вә ахирида пүтүнләй хитайчилаштуруш мәқситини көзләйду. шу сәвәбтин кәлгүсидә уйғурларға қарита йүргүзүлидиған сийасәтләрниң мәдәнийәт тәрипигә мәркәзләшкән тәтқиқатларниң көпәйтилиши вә уйғурларниң толуқ көләмлик ассимилйатсийәгә учришиниң алдини елиш зор әһмийәткә игә.
