хитай бир һәптә ичидә дунйаниң әң күчлүк икки дөлити, йәни америка вә русийәниң лидирлирини күтивалди. бу хитай тарихидики тунҗи қетим хәлқара сәһнидики бу қәдәр муһим икки дөләтниң хитайни зийарәт қилиши болуп һесаблинду. бу зийарәтләрни әң қисқа сөзләр билән ипадилигәндә, һәйвәтлик, әмма бәк тилға алғучилик нәтиҗидә йоқ, лекин дунйаға интайин муһим сигнал бәргән, дәп сүпәтләшкә болиду. хитай-русийә дунйави лидирлиқ риқабити, русийә-окраина уруши вә иран урушидин ибарәт муһим дунйави арқа көринишни нәзәргә алғинимизда бу зийарәтләр 21-әсирдики геополитикиниң бурулуш нуқтисидур. америка рәһбәрликидики бир қутуплуқ дунйа тәртивиниң йемирилгәнлики вә хитай, америка вә русийәни асас қилиған «үч падишаһлиқ дәври» ниң рәсмий башланғанлиқиниң дәсләпки, әмма муһим аламәтлириниң биридур.
америка дөләт ичидики вә сиртидики бир қатар зидийәтләрни баштин кәчүрүватқан, русийә болса ғәрбниң күнсери күчийиватқан чәткә қеқишиға дуч келиватқан бир пәйттә, ши җинпиң бу зийарәтләрдин үнүмлүк пайдилинип, хитайни хәлқара сәһнидики «пишип йетилгән дәриҗидин ташқири мәркизи күч» қилип көрсәтти. әлвәттә бу «үч падишаһлиқ» тин башқа йаврупа иттипақи, һиндистан, йапунийә қатарлиқ 2- дәриҗилик чоң күчләрниң бирликтә мәвҗут болуп туруши, хәлқара систиминиң һәқиқий мәнидики көп қутуплуқ дунйа тәртивигә киргәнликини көрситиду. бундақ тәртип бурун йаврупада 1815-йилидин 1914- йилиғичә 100 йил мәвҗут болуп турған болуп бәзи хәлқара мунасивәт нәзәрийәлиридә бу дәвир дунйаниң (тоғриси йаврупаниң) әң узун тинчлиқ дәври дәп қарилиду. әмма йәнә бәзи нәзәрийәләр болса көп қутуплуқ дунйада хәтәрниң қайси тәрәптин келидиғанлиқини билиш қийн болғанлиқи сәвәбидин адәттә уруш вә тоқунушқа майиллиқи йуқири дәп қарилиду. әлвәттә бу йазминиң мәхсиди қайиси системиниң йахшлиқи һәққидә әмәс, бәлки, трамп вә путинниң хитай зийаритиниң сәвәби, қолға кәлтүргән вә кәлтүрәлмигән нәтиҗиллири, хитай үчүн әһимийти шундақла дунйа үчүн қандақ мәнаға егә икәнлики анализ қилиниду.
хитайниң икки рәһбәрни күтүвелиш сәнити: сәһниләштүрүш, символ вә сигинал
хитай қәдимдин мурасимға наһайити әһмийәй беридиған әнәнигә егә болуп коңзи сийасәт пәлсәписиниң әң муһим тувруклиридин бири кишиләрниң мәвҗут салаһийтигә қарита йүрүш туруши вә қарши елинишидур. шуңа хитай сәһниләштүрүш вә күтүвелиш қаидилири һәргизму тасадипий болмайдиған бир дөләт; һәр бир инчкә һалқа вә һәрикәт дөләт ичидики хитай хәлқигә вә ташқи дунйаға алаһидә учур йәткүзүш үчүн тәртиплиниду. бу җәһәттин хитайниң трамп вә путинни күтвелиш усулиға қарап бақайли.
мурасимдики охшашлиқлар
пәқәт сәһниләштүрүш җәһәттин ейтқанда, һәр икки рәһбәрни күтүвелиш «дегүдәк тамамән охшаш» әмма бәзи инчикә нуқтиларда пәрқлиқ болди. трамп бейҗиңда һәрбий оркестир, шәрәп қаравуллири вә америка һәм хитай байрақлирини пулаңлитиватқан бир топ өсмүрләр тәрипидин күтүвелинип бир қанчә күндин кейин, путинму хитайға асасән охшаш бир мәнзирә билән йетип кәлди.трамп билән путинниң һәр иккиси хәлқ қурултай залида әң йуқири дәриҗилик мурасим билән күтүвелинди: толуқ шәрәп қаравуллири, қошунларни көздин кәчүрүш, дөләт гимини, топ оқлири вә тәнтәнә қиливатқан балилар. бу икки қетимлиқ күтүвелиш мурасиминиң орунлаштурулуши қәстән бир-биригә охшитилған болуп, хитайниң вашингтон вә москва рәһбәрлирини охшаш сәвийидики һәйвәт билән күтүвелиш иқтидарини намайан қилиш үчүн лайиһәләнгән.хитай йәнә өзини америка вә русийәгә охшаш муамилә қилидиған хәлқара сәһнидики адил вә мәркәз дөләт қилип көрситишни мәқсәт қилған.
пәрқләр
лекин хитай йәнә пәрқләрниңму көзгә челиқишиға капаләтлик қилған. трампни айродромда хитайниң муавин рәиси (коммунистик партийәниң һәқиқий күч қурулмисиниң сиртидики асасән мурасим харәктерлик рол ойнайдиған шәхис) күтүвалған болса, путинни сийасий бийуро (партийәниң әң йуқири қарар чиқириш оргини) ниң һазирқи әзаси күтүвалди. бу хитайниң москвани өзи рәһбәрликидики йеңидин гүллиниватқан ғәрбсиз дунйа тәртипиниң ишәнчлик һәмраһи дәп қарайдиғанлиқиниң назук сигиналидур.
шундақла «шәхсләр ара йеқинчилиқ» рошән бир селиштурмини ашкарилиди. ши билән трампниң сүрәтлиридә, болупму тәңри ибадәтханисидики сәйлиси җәрйанида даим «чирайидики тутуқлиқ» вә «қолашмаслиқ» әкис әткән болса, путинниң зийарити җәрйанида шиниң пат-пат күлүмсирәватқанлиқи көрүлди. әң рошән символлуқ пәрқ хитай рәһбәрлириниң мәхпий туралғуси болған җуңнәнхәйдә көрүлгән. трампниң зийарити җәрйанида, ши җинпиң бейҗиңниң росийә билән йәнила күчлүк истратегийилик иттипақдашлиқни сақлаватқанлиқини әскәрткән. у трампни чәтәллик меһманларға наһайити аз ечилидиған коммунистик рәһбәрлик бинаси җуңнәнхәйдә күтүвалғанда, бу йәрниң алаһидиликини тәкитлиди. чәтәл рәһбәрлириниң бу йәргә даим тәклип қилинидиған-қилинмайдиғанлиқи соралғинида, ши җинпиң бешини чайқап: «наһайити аз», деди вә күлүмсирәп туруп: «мәсилән, путин бу йәргә кәлгән», дәп қойди.
ши җинпиң бу арқилиқ пәқәт путин билән болған шәхсий мунасивитиниң чоңқурлуқини билдүрүпла қоймай трампқа хитайниң русийә билән болған «чәклимисиз» шерикчиликиниң қуруқ сөз әмәсликини әскәрткән. бейҗиң москваниң йәнила алаһидә истратегийәлик шерик икәнликини вә хитайниң башқа таллашлириниң барлиқини билдүрмәктә иди. буниң техиму чоңқур мәниси шуки: әгәр вашингтон хитайни йалғуз қалдурушқа урунса, бейҗиң москва билән техиму йеқинлишип америкиниң мәнпәтини зийанға учириталайду.
бу «аз учрайдиған имтийаз» путин билән болған өз-ара ишәнч вә шәхсий йеқинчилиқни билдүриду, бу америка-хитай мунасивитидә пәқәтла көрүлмәйдиған һадисидур. хитай таратқулири кичикидә путинни көргән вә русийәдә оқушқа илһамланған бир хитай инженерниң «қәлбни һайаҗанға салидиған һекайиси»ни тәкитләш арқилиқ бу бағлинишни техиму «көптүрүп көрсәткән» вә бу мунасивәтни чоңқур, көп әвладлиқ «символлуқ көврүкләр»гә йилтиз тартқан дәп тәсвирлигән. росийә дөләт мәтбуатлири болса путинниң бейҗиңда «бир иттипақдаш вә ишәнчлик һәмраһ» сүпитидә күтүвелинғанлиқини, трампқа болса «һәр қандақ ишни қилиши мумкин болған бир риқабәтчи» сүпитидә муамилә қилинғанлиқини хәвәр қилған.
тәрәпләрниң зийарәттики мәқсәтлири, қолға кәлтүргән нәтиҗиллири вә һәл қилинмиған зиддийәтләр
трамп билән путинни бейҗиңға келишкә үндигән түрткиләр түптин пәрқлиқ болуп, бу уларниң өз дөләтлириниң нөвәттики йәршари тәртипидики охшимиған орнини әкис әттүриду.
трампниң зийарити: бир тәрәп қилғили болидиған риқабәт вә муқумлиқ
трампниң асаслиқ мәқсити гиополитка мутәхәсислири тәрипидин «мисли көрүлмигән турақсизлиқ» басқучиға қәдәм қойғанлқи илгири сүрүлгән хитай-америка мунасивитини « муқимлаштуруш» иди. униң күнтәртипи асаслиқи сода, таможна беҗи һәмдә иран вә сүний әқилгә охшаш турақсиз район характерлик мәсилиләрдә хитайниң һәмкарлиқини қолға кәлтүрүшкә мәркәзләшти.
зийарәттики темилар вә тәрәпләрниң позитсийәлиридин мәлум болишичә трамп хитайда төвәндикидәк нәтиҗиләргә еришкән:
- икки тәрәпниң йаманлишиватқан мунасивитигә қарита, бу зийарәтниң өзила бир «муқимлаштурғучи» күч болуп, «чоңқур зиддийәт»кә қаримай, икки күчниң йәнила «башқурулидиған риқабәт»кә қадир икәнликидин бешарәт бәргән. бу хитайниң трампни күтивелиш җәрйанидики инчикә пиланлири вә көрситилгән илтипатлардин болупму хитай рәһбири ши җинпиңниң «икки дөләт мунасивитиниң [тусидидис тузиқи] дин мувапиқийәтлик өтүп кәткәнликини» тәкитлишидин көривелишқа болиду. бу хитай билән америка оттурсидики риқабәтниң уруш билән хуласиләнмәйдиғанлиқи, бәлки һалқилиқ тәрәпләрдики риқабәт билән характрлинидиғанлиқини көрситиду.
- әмәлий әмма адәттики нәтиҗә: таможна беҗи тоғрисида сөһбәтни давамлаштуруш келишими вә хитайниң 200 данә боин айропиланини сетивелиш содиси. әсли америка тәрәпниң нишани хитайға -500 гичә сетиш болуп, хитай бу мәсилигиму истратигйлик муамилә қилған. йәни өзиниң һәмкарлиққа майил риқабәтчи икәнликини көрситиш арқилиқ америкиға «сән дегиниңни қобул қилдуралмайсән, әмма биз һәмкарлиққа очуқ» дегән сигинални бәрди.
- трамп йәнә өзиниң асанлиқчә «мәмнун қилғили болмайдиған» рәһбәр әмәсликини көрситиш арқилиқ, хитайниң нәзиридә мәлум дәриҗидә «һөрмәт»кә еришти вә бу җиддий вәзийәтни вақитлиқ пәсәйтишкә түрткә болиду. бу бәзи күзәткүчиләрниң трампниң иран уруишида «шәрмәндә болғанлиқи» дин хитайниң трампни «маз қилидиғанлиқи» һәққидики көз қаришиниң тәтүри болуп, хитайниң йәнила йрақни көрәрликини намайән қилған. чүнки бурунқи бир нәччә йазмимизда тилға алғандәк трампниң америкиниң бешида болуши хитайниң америкини риқабәттә йеңиши үчүн «тәңриниң илтипати» дур. шуңа трампни һәм аччиқини кәлтүрмәслик, һәм уни америка хәлқи вә дунйа сәһинсидә рәсва қилмаслиқ ахирида хитайға пайдилиқ.
- трамп билән ши җинпиңниң 9-айда вашингтонда, 11-айда шенҗенда, 12-айда миамидики 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинида йәнә көрүшүшни пиланлиған.
бу зийарәттә әлвәттә трамп тәрәп күткән нәтиҗә чиқмиди. маһийәтлик бөсүшләр йәнила ениқсиз пети қалди.
- трамп иран уруши вә иранниң йадро арзуси тоғрисида келишим һасил қилалмиди. асаслиқ сәвәб болса хитай америкиниң иран урушиға патқаққа петип қелишини истратегийәлик җәһәттин пайдилиқ дәп қарайду, чүнки бу хитайға америкиниң толуқ қаршилиқисиз өз район нишанлирини әмәлгә ашуруш үчүн пурсәт йаритип бериду. хитай қаршисида диққити чечилған вә хориған америкини көрүшни халайду. шундақла иран урушини өзиниң асаслиқ нишани болған тәйвән нуқтисидин қарайду. америка башқа җайларда патқаққа петип қалсила, хитайниң тәйвәнгә қарита елип бериватқан һәрикәтлиригә диққәт қилиш йаки арилишиш иқтидари азийиду.
- йаки сүний әқил бәлгилимиси вә йуқири технкилиқ чип мәсилиси тоғрисида әмәлий бир пикир бирликигә келәлмиди. атлантик консул рәқәмлик әдлийә тәтқиқат тәҗрибиханисиниң йуқири дәриҗилик даимий хитай тәтқиқатчиси кентон (Kenton) қаришичә, гәрчә ашкара елан қилинмиған болсиму, америкиниң тәхминән он хитай техника ширкитиниң нивидийа (NVIDIA) ниң илғар H200 чиплирини сетивелишиға рухсәт қилғанлиқи һәққидики хәвәрләр америка базарлиридики үмидварлиқни ашурған. әмма бу чип сетиш содиси әмәлийәттә әмәлгә ашмаслиқи мумкин, чүнки хитай сүний әқил саһәсидики илгириләшләрни илгири сүрүш үчүн, америка чиплиридин «иқтидари төвән» болсиму, өзиниң дөләт ичи техникисиға тайинишни тәшәббус қилмақта. хитай сийасәт бәлгилигүчилири чип техникисидики америка боғуп қойуватқан нуқтилардин узун муддәтлик қутулуш үмидидә, қисқа муддәтлик ағриққа бәрдашлиқ беришкә тәййарланғандәк сигнал бәрмәктә. чүнки хитай учришишта америкиниң чипқа қарита експорт чәклимиси мәсилисини оттуриға қоймиған. йәни хитай әмди чип мәсилисигә унчә бәк қиззиқип кәтмәйду.
- әң муһими, бәзи анализчиларниң қаришичә, трамп тәйвән мәсилидики ирадисиниң йетәрсизликидин бешарәт бериш арқилиқ, «тәйвәнни хитайға қош қоллап тутқузуп қойған» болуши мумкин, бу тәйвәнниң бихәтәрликини илгирикигә қариғанда техиму хәтәрлик әһвалда қалдурған. әмма охшаш мәсилә һәққидә атлантик консул әқил амбири йуқири дәриҗилик мудири мәтив кроениг (Matthew Kroenig) трампниң хитай билән болған бәзи чоң келишимләр үчүн тәйвәнни сетиветишиниң «бәк мумкин әмәсликини» оттуриға қойған, чүнки трамп өзиниң һәр икки нөвәтлик вәзипә өтәш муддитидә тәйвәнни күчлүк қоллап кәлгән. учришишниң биринчи күни, хитай ташқи ишлар министирлиқи бир доклат елан қилған болуп, униңда хитай рәһбириниң америка тәрәпкә тәйвән мәсилисидә «техиму еһтийатчан болуш» керәкликини, болмиса америка билән хитай оттурисида «сүркилиш, һәтта тоқунуш йүз беридиғанлиқини» агаһландурған. атлантик консулдин йәнә бир мутәхәсиси меланиниң қаришичә, хитай бу хил байанатлар арқилиқ трамп һөкүмитини ақсарайниң имзасини күтүватқан тәйвәнгә берилидиған 14 милйард долларлиқ америка қорал-йарағ сетиш пиланини кечиктүрүшкә йаки әмәлдин қалдурушқа бесим қиливатиду. мәтивниң қаришичә, шундақтиму трамп «америкиниң тәйвәнниң алаһидә орниға аит байанат тилини аҗизлаштурмиған» вә америкиниң «стратегийәлик мүҗмәллик» сийаситидә чиң турған; трамп җүмә күни мухбирларға әгәр һуҗум йүз бәрсә вашингтонниң тәйвәнниң йардимигә келидиған-кәлмәйдиғанлиқини билидиған бирдинбир адәм өзи икәнликини ейтқан.
мутәхәссисләрниң қаришичә трампниң зийаритини «көрүнүштә мол вә һәйвәтлик», әмма «тәпсилати аҗиз» болуп бу трампниң тәййарлиқиниң йитәрсизлики, қолида йитәрлик козориниң болмаслиқи вә хитайниң мәсилигә тутқан позтисийси билән мунасивәтлик. маһийтидин ейтқанда америка-хитай мунасивитиниң характири һәмкарлиқ әмәс, бәлки риқабәттур. шуңа сәзгүр мәсилләрдә һәмкарлашмаслиқи тәбий әһвалдур.
атлантик консул әқил амбири йәршари хитай мәркизиниң йуқири дәриҗилик мудири вә америка ташқи ишлар министирликиниң сабиқ хитай ишлири йуқири дәриҗилик мәслиһәтчиси мелани (Melanie) ниң қаришичә трампниң зийарәттики әң чоң хаталиқи униң хитайға тутқан омумий позитсийәси болди, чүнки тирамп америкини хитайниң мәрһәмитигә қаттиқ еһтийаҗлиқ қилип көрсәтти. униң ейтишичә, америка пирезиденти шунчә көп америка сода рәһбәрлирини биллә елип келиш арқилиқ, вашингтонни «техи пишип йетилмигән келишимләрни имзалашқа бәкла алдирап кәткәндәк» көрситип қойған.
путинниң зийарити: һайат қелиш вә истратегийәлик ишәнч
путинниң зийарити трамп ши җинпиң билән өткүзгән башлиқлар йиғинидин кейин хитайдин айрилип бир күндин кейинла елан қилинди. кремил сарайниң йуқири дәриҗилик йардәмчиси йури ушаков, путинниң ши җинпиң билән көрүшүш зийаритиниң трампниң бейҗиң сәпиридин хели бурунла пиланланғанлиқини оттуриға қойди. путин бейҗиңға өзиниң узун йиллиқ һөкүмранлиқидики әң қийин мәзгилгә дуч кәлгән һаләттә йетип кәлди. росийә иқтисади уруш вә җаза бесими астида қийниливатқанда, униң дөләт ичидики күчлүк адәм образи суслишишқа башлиди, шуниң билән бир вақитта росийә қораллиқ күчлири бу йил украина җәң мәйданида һечқандақ әһмийәтлик илгириләш һасил қилалмиди.
америка-хитай сөһбитидики илгириләшниң кәмчил болуши путинни бейҗиңға беришта ишәнчкә игә қилди, шундақла потин униң хитайниң русийә билән болған мунасивитини чәткә қеқиш пилани йоқлиқиға ишиниду. чүнки америка билән хитай арисида мундақ болидиғанлиқиниң бишарити техичә көрилип бақмиди. хитай үчүн ейтқанда болса арқа-арқидин елип берилған бу зийарәтләр униң күнсери ешиватқан дипломатик тәсир күчиниң намайәндиси болуп, хитайни риқабәтчи күчләр билән өз шәрти асасида пикирлишәләйдиған мәркизий актйорға айландурмақта вә айландуриду.
путинға нисбәтән, бу қетимқи зийарәт – униң хитайға қилған 25-қетимлиқ зийарити шундақла муһим һайатлиқ йоли иди. украинаға қилинған таҗавузчилиқ вә униңдин кейинки ғәрбниң җазасидин кейин, русийәниң һайат қелиши хитайниң қоллиши билән зич бағлинип қалди. путин хитай зийаритиниң мәхсиди хәлқаралиқ чәткә қеқилишни бузуп ташлаш, малийә җәһәттин қоллашқа еришиш вә ғайәт зор енергийә ул әслиһә түрлирини ишқа ашуруш иди.
путинниң зийарити әмәлий нәтиҗә җәһәттин трампниңкигә қариғанда көп «маһийәтлик» болди. рәһбәрләр сода, техника, енергийә вә таратқуларни өз ичигә алған 20 дин артуқ келишимгә имза қойди. әң чоң мувәппәқийәт «көп қутуплуқ дунйа бәрпа қилиш тоғрисидики бирликтә хитабнамә» болуп, бу һөҗҗәт йәршари тәртипини ғәрбниң «зомигәрлики»дин йирақлаштуруштики ортақ тәсәввурини муқимлаштурди. буниңдин башқа, улар хитай-русийә икки тәрәп содисиниң 99 пирсәнтиниң һазир йүән вә рубли билән һесаблиниватқанлиқини тәбриклиди, бу 2008-йилидики нөлгә йеқин сәвийәдин зор бир сәкрәш болуп, уларниң «долларсизлаштуруш» нишанини үнүмлүк илгири сүрди. украина уруши һәққидә болса москва билән бирлик сәпни намайан қилған вә бирликкә кәлгән мәнидә байанат берилди. йәни хитай вә росийә украина урушиниң «түп сәвәблирини йоқитиш» чақириқини тәкрарлиди. бу сөз бирлики русийәниң уруш һәққидә ғәрбни әйибләйдиған байанлири билән пүтүнләй охшаш.
«чәклимисиз» достлуқ шоарлириға қаримай, хитай өзиниң әң йахши сода шараитиға еришишигә капаләтлик қилиш үчүн путинни «хитайға тайандуруш» истратигийсини давамлаштурмақта. илгири йавропаға мулазимәт қилған канлардин йилиға 50 милйард куб метир тәбиий газ тошушни мәқсәт қилған «сибирийә күчи 2» газ туруба йоли йәнила имзаланмиди. бу туруба йоли бурун йавропани тәминләйдиған канлардики газни хитайға йөткәйду. хитай бу түрни тәстиқлашқа алдиримайду, русийәни өзиниң «барлиқ козирларни қолида тутуп туридиған» бир «беқининди» орунда тутуп турушни әвзәл көриду.
тәкитләп өтүшкә әрзийдиғини, хитай қалайимқанчилиққа толған мәвҗут хәлқара вәзийәттә мувапиқийәтлик һалда толиму салмақ вә истратигийлик һаләткә өтивалди. трамп рәһбәрликидики америка узун мәзгиллик истратигийәдин мәһрум һалға чүшүп қалған бир пәйттә, хитай өзиниң узун йиллиқ пиланини йолға қойивалди вә һазирғичә йахши ишләп меңиватиду. хитайниң узун мәзгиллик истратигйиси болса «һич иш қилмай дунйани қолға чүшүрүш»; америка вә ғәрб билән бивастә тутушиштин сақлиниш вә уларни башқа рәқиблириниң қоли билән баблаш. америка үчүн әң чоң тәһдид хитай; хитай үчүн әң чоң тәһдидтму америка. хитайдин башқа америкини әң чоң тәһдид дәп қарайдиған башқа дөләтләр бар. булар: русийә, иран вә чавшийәндур. хитайниң америка истратигийси мана бу дөләтләрниң қоли билән америкини аҗизлитиштур. һазир америка һәм иранда, һәм окраинада (байдин вақтидикидәк ишниң ичидә болмисиму қорал-йарақ йәнила америкидин келиду) иран вә русийә билән җәң қиливатиду. хитай болса бу икки дөләткә америкиниң әскири күчигә қарши йардәм берип кәлмәктә. алдинқи бир йазмимизда иранға қандақ йардәм бериватқанлиқини тилға алған идуқ. бу йәрдә русийәгә қандақ йардәм бериватқанлиқи һәққидә қисқичә тохтилип өтәйли.
ғәрбниң җазаси күчәйгәнсери, русийәниң украинаға қарши урушини давамлаштурушта хитайға болған беқиндилиқи үзлүксиз ашти. хитай өзиниң бу тоқунушта битәрәп икәнликини, русийәни тәййар қорал қатарлиқ һәл қилғуч йардәмләр билән тәминлигәнликини рәт қилип кәлгән болсиму, әмма, наһайити көп миқдардики «қош мәқсәтлик» запчас вә материйаллар билән тәминләш арқилиқ, русийәниң һәрбий-санаәт базисини муһим тирәк билән тәминләватиду.
хитайниң микро електрон мәһсулатлири вә йерим өткүзгүчлири русийәниң украина шәһәрлирини бомбардиман қилишта ишлтиватқан дәл җайиға тәгкүчи башқурулидиған бомба вә дронлирини ишләпчиқириш иқтидари үчүн интайин муһим. хитай йәнә русийә еһтийаҗлиқ болған сода характерлик дронлар вә мунасивәтлик техникиларниң көп қисмини тәминләйду. русийәниң қорал-йарағ вә оқ-дора завутлири хитайниң компйутер рәқәмлик контрол қилинидиған (CNC) машина сайманлириға пүтүнләй тайинип қалған. вашингтондики ақиллар амбири җаместовн فонди җәмийити (The Jamestown Foundation) русийәниң машина сайманлири импортиниң тәхминән %90 иниң һазир хитайдин келидиғанлиқини мөлчәрлимәктә. русийә йәнә зәмбирәк оқи, танка оқи вә башқурулидиған бомбиларниң һәрикәтләндүргүч күчи болған нитроселлулоз (nitrocellulose) үчүнму хитайға қаттиқ тайиниду.
иқтисадшунас журнилиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, түркийә йеқинғичә түрлүк васитичиләр арқилиқ русийәниң нитроселлулоз импортиниң йеримиға йеқин қисмини тәминләп кәлгән иди, әмма буниңға четишлиқ ширкәтләр һазир еғир җазаға учримақта. русийә йәнә нитроселлулоз йасаш үчүн керәклик болған cotton pulp дәп атилидиған бир хам маддини илгири пүтүнләй дегүдәк өзбекистан вә қазақистандин алатти. әмма йавропа иттипақи өткән йили вә бу йил өзбек вә қазақ експортчилириға қаратқан җаза тәдбирлири бәлгилик тәсир көрситишкә башлиған. нәтиҗидә, ғәрб әмәлдарлири хитайниң икки тармақ ширкитини ишлитип, чоң типтики дөләт игиликидики қорал-йарағ ширкити норинко гуруһи (Norinco Group) арқилиқ русийәгә сетилидиған нитроселлулоз миқдарини ашуруватқанлиқини илгири сүрмәктә.
русийә буниң бәдилигә хитай ширкәтлиригә неفит вә тәбиий газни әрзан баһада тәминләватиду. хитайниң русийәгә қилған йардими һәм русийәгә достлуқ қолини сунуш арқилиқ уни өзигә беқинди қилип тартип туриду; һәм урушниң вақтини узартиш арқилиқ русийәниң һәрбий вә иқтисади күчиниң техиму хоришини кәлтүрүп чиқириду. нәтиҗидә украина уруши қайси шәкилдә ахирлишишдин қәтийнәзәр русийә хитайға тайинип қалидиған бир муһтаҗ дост дөләт болуп қалиду. бу хитайниң узун мәзгиллик бихәтәрлик истратигйси үчүн толиму муһим. чүнки хәлқара мунасивәттә әң чоң тәһдид қошна дөләттин келиду. бу тәрәптин ойлиғанда хитай үчүн әсли тәһдид русийәдур. чүнки бу икки дөләтниң оттура асийа вә оттура шәрқтики мәнпәти бир биригә зит, йәни хитай русийәниң бурунқи мәнпәтлирини аста-аста игәлләп меңиватиду, болупму оттура асийадики хитайниң тәсир күчи русийә үчүн окраийнадики нато вә йаврупа иттипақиниң тәсири билән охшаш. пәқәт русийәниң һазир буниң һисаватини қилғудәк күчи йоқ. йәнә бир мәсилә болса икки дөләт оттурсидики тарихий адавәтләрниң йалдамиси болған 4300 километирлиқ чегра мәсилиси. хитай үчүн һелиму хитайниң әң көп зиминни ишғал қиливалған дөләт «чар русийә» дур. шуңа хитай аҗиз вә өзигә беқинған, һалидин кәткән русийә истәйду.
трамп вә путинниң хитайға қилған зийаритиниң селиштурма анализ қилиш

хуласә
трамп вә путинниң бейҗиңға арқа-арқидин қилған зийарити хитайниң дунйави дипломатийәниң мәркизи болуштәк ролини күчлүк намайән қилди. бу хитай хәлқ җумһурийити тарихидики тунҗи қетим бу хилдики икки дәриҗидин ташқири күчлүк дөләт рәһбириниң хитайни зийарәт қилишидур. зийарәтләрниң вақти вә тәртипи дунйа рәһбәрлириниң ши җинпиң билән көрүшүш үчүн «нөвәттә туруватқанлиқи» дәк бир хил туйғу пәйда қилди. анализчилар бу көрүнүшни дунйадики башқа чоң дөләтләрниң пирезидентлири йардәм сораш, мунасивәтләрни күчәйтиш йаки риқабәтни башқуруш үчүн бейҗиңға берип «императорға тәзим қилиш» дәп тәсвирлимәктә. فрансийә, германийә вә әнглийә вәкиллириниму өз ичигә алған бу «чәтәл рәһбәрлириниң парати» хитайниң һазир дунйа ишлириниң мәркизидики бир «тартиш күчигә игә ролчи» икәнлики имажини күчәйтти.
хитай трамп вә путинға охшаш сәвийәдә һөрмәт билдүрүш арқилиқ дунйаға өзини күчлүк, мәсулийәтчан, адил дөләт қилип көрситишкә теришти. шундақла америка вә ғәрб дунйасиға хитайни чәткә қеқишниң әмәлийәттә ишқа йаримайдиғанлиқини, һәтта дунйаниң ғоҗиси америкиниңму хитайниң алдиға келишкә мәҗбур болидиғанлиқи һәққидә сигинал бәрди. путин зийарити арқилиқ болса вақти кәлсә хитайниң йаврупаниң тарихи қабаһәтлик чүши болған русийәни билән бирлишиш арқилиқ әҗәллик зәрбә бериш йошурун күчигә егә икәнликини көрсәтмәкчи болди. йиллардин бери хитайниң арқисдин меңватқан 3- дунйа әллири үчүн болса ( трамп дәвридики америка алдин мөлчәрлигили болмайдиған вә «бир тәрәплимә қараш»қа майил қилип тәсвирләнгән бир пәйттә) хитай өзини муқим вә алдин мөлчәрлигили болидиған, өлчәмләргә әмәл қилидиған вә «техиму адил йәршари тәртипи»ни тәшәббус қилидиған шерик қилип көрсәтмәктә.
пайдиланған мәнбәләр:
- Atlantic Council. (2026, May 15). What did Trump and Xi accomplish?,.
- CGTN. (2026, May). What China & Russia’s new stage of ties means for Global South and world [Video]. YouTube.
- DW News. (2026, May). Russia’s growing reliance on China [Video]. YouTube.
- DW News. (2026, May). Xi, Putin & Trump – Who really runs the world? | To the Point [Video]. YouTube.
- Hawkins, A. (2026, May 15). What was actually achieved at Trump and Xi’s ‘stalemate summit’ in Beijing? The Guardian,,.
- Jamal, U. (2026, May 19). ‘China holds the cards’: Why Putin’s visit to Beijing after Trump matters. Al Jazeera,,.
- Sky News. (2026, May). Putin and Trump are queuing up to meet Xi Jinping. This Is Why. [Video]. YouTube.
