мәвлан тәңриқут
(2026-2-22)
рәсимниң мәнбәси: The Korean Times
хитайниң әнәнви ташқи сиясәтлириниң бири болған коңзичә ташқий сиясәт нәзәрийәсидә, хитайға тәһдид шәкилләндүрватқан қошнилири (хитайчә тарихи язмиларда булар явайилар йәни 夷 дәп атилиду ) ға қарита уруш ечишниң орниға , хитай өзиниң гүллиниши арқилиқ уларниң қайиллиқини қолға кәлтүрүп әхлақий вә писхологийлик үстүнлүк қуруп чиқиш арқилиқ бу “явайилар” ни әл қилиш тәрғип қилиниду. йәни бу истратигийә, хитайниң өзгичә мурасимлири, чирайлиқ йипәклири, һәшәмәтлик сарайлири, гүлләнгән тиҗарити қатарлиқ бир қатар ички гүллиниш арқилиқ ят милләтләрниң қайиллиқини қозғаш, униңдин кийн хитайда тиҗарәт қилиш имтиязи бериш арқилиқ сиясий вә иқтисади үстүнлүк қурушни өз ичигә алиду.
бундақ болғанда “явайилар” һәм хитай билән урушмайду, чүнки урушса содидин келидиған мәнпәт қолидин кетиду; һәм хитайға беқиниду. шуңа улар үчүн мәнтиқлиқ болғини һәрбий җәһәттин күчлүк яки аҗиз болсун хитайға қәрәллик һалда зиярәткә берип, совға тәқдим қилиш вә буниң бәдилигә бәзи иқтисади мәнпәтләргә еришиш. хитай тарихдики “олпан төләш системиси” мана бу мәнтиқә үстигә қурулған дипломатийә қаидә-юсуни болуп хитайдин күчлүк болған нурғун әлләр хитай билән болған тиҗарәтни давамлаштуруш үчүн хитайниң үстүнликини намда болсиму қобул қилған.
заманиви дунядиму, ишлар буниңға охшап кетидиған шәкилдә тәрәққий қилмақта. бу язмида асаслиқ яврупа дөләтлириниң хитайға қаратқан сиясәтлиридики өзгиришләр анализ қилиниду. трамп һөкүмитиниң ташқи сиясәттә “артуқ йүкләрни ташливитиш” сиясити яврупа дипломатийсидә чуңқур өзгириш һасил қилди. йәнә келип америкиниң гиринландийәни сетивелишни зорлаш вә тәһдид селиш тәрқисидә оттуриға қоюшиға охшаш бир тәрәплимилик сиясәтлири явропаниң америкиға болған “йеқинлиқ” туйғусини “хәтәрлик беқиндилиқ” қа айландуруп қоюшниң бишаритини бәрмәктә. яврупа пүтүн иқтисади вә бихәтәрлик истратигийәлирини америкиниң бу хил “хиянти” ни асас қилип түзмәктә вә “стратегийәлик аптономийә” сияситини, йәни пүтүн мәсилләрдә һичбир тәрәпниң тәсиригә учримастин мустәққил сиясәт йүзгүзүшни, шундақла һәрбий вә пән-технка җәһәттин яврупаниң өтмүштики шан-шәрипини әслигә кәлтүрүшни тәшәббус қилмақта. мәсилән 2026-йилидики “мийонхин бихәтәрлик йиғини” да явропа иттипақи комитети рәиси урсула вон дер лейен “явропаниң ойғиниши”ға чақириқ қилип, қитәни аләм бошлуқи, ахбарат вә һәрбий җәһәттә тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини тәкитлиди. фирансийә президенти емануел макрон болса явропани “чәтәлгә таянмастин” өз земини вә мәнпәәтини қоғдиялайдиған “җуғрапийәлик сиясий күч”кә айландуруш керәклини оттуриға қойди. әмәлийәттә яврупаниң болупму әскири җәһәттин “җуғрапийәлик сиясий күч” кә айлинишниң муһимлиқи русийә украийнаға таҗавуз қилишни башлиғанда чуңқур һис қилинған болуп, явропа бу йеңи истратигийсигә асасән украина уруши башланғандин буян мудапиә чиқимини тәхминән %80 ашурди. мөлчәрлинишичә, явропаниң мудапиә селинмиси пат йеқинда америкидин ешип кетиши мумкин. бу йеңи хәвпсизлик истратигйсиниң нишани нато (NATO) күнлүкигила таянмайдиған ишәнчлик өзара мудапиә қилиш иқтидарини бәрпа қилиштин ибарәт.
яврупа вә америка ички зиддийәтләр вә ташқи сиясәт кирсизлири билән тиркишиватқан бир пәйттә, хитай өзини көп қутуплуқ дуняниң муқим қоғдиғучиси қилип көрситип, явропа дөләтлирини явропа иттипақи сәвийәсидики чәклимиләрни айлинип өтүшкә актип қизиқтурмақта. ши җинпиң өзиниң “йәр шарини идарә қилиш тәшәббуси” (GGI) арқилиқ, бейҗиң тәрипидин америкиниң “риал күч сиясити” вә “соғуқ мунасивәтләр уруши тәпәккури” дәп тәсвирләнгән трампчә америка ташқи сияситигә биваситә таллаш сүпитидә “бирләшкән дөләтләр тәшкилатини мәркәз қилған хәлқара система”ни тәрғиб қилмақта. хитайниң базараға селиватқан стратегийәси “охшаш болмиған пикирләрдә болсиму инақ өтүш” болуп, бу сиясий түзүми вә қиммәт қаришидики пәрқләрни етирап қилиш билән биргә, иқтисадий һәмкарлиқ вә “һәқиқий көп тәрәплимилик” ни тәкитләйду. хитайниң бу сигинали трамп һөкүмитиниң “йүзсиз” ташқи сиясити билән бирлишип, өз иқтисадидики “хәтәрни азайтиватқан”, шуниң билән биргә хитай базириға кириш пурситини сақлап қелишқа тиришиватқан бир қисим явропа рәһбәрлириниң қарши елишиға еришмәктә.
техи бир йилниң алдидики “системлиқ рәқиб” һазир “ваз кечишкә болмайдиған истратигийлик таллаш” қа өзгәрди. яврупалиқлар хитай билән йеқинлишишиниң бир қатар хәтри болсиму, һәмкарлашқили болидиған тәрәпләрдә һәмкарлишиш арқилиқ америкидин кәлгән вә йәнә келиш иһтималлиқи болған хәтәрдин өзини далдиға елишқа мәҗбур болмақта.
йәнә бир тәрәптин хитай 1978-йилидин башланған тиз сүрәтлик тәрәққият нәтиҗисидә (уйғур,тибәт вә муңғуллар яшайдиған раюнларни өз ичигә алмисиму) пүтүн хитайда умумйүзлүк тәрәққиятни барлиққа кәлтүрди. әлвәттә, бу хитайғила хас һадисә болмастин пүтүн шәрқий асия дөләтлиридә бундақ бир тәрәққият барлиққа кәлди. әмма бу тәрәққиятни ташқи сиясәттә пурсәткә айландуруш җәһәттә, хитай йәнила башқа дөләтләргә қариғанда көп алдида турмақта. йәнә келип хитайдики ишләпиқиришиниң көлими чоң вә түрлири көп вә тәрәққияти системлиқ болиши хитайға башқа дөләтләрдин алаһидә пәрқлиқ һаләткә елип кәлди. хитайниң һәм ички базирдики ғайәт зор истимал, һәм дуняви ишләпчиқиришни монопул қиливелиши, шундақла хитайниң хәлқаралиқ тиҗарәттики үстүнлики нурғун дөләтләрни хитайниң ағзиға қаратмақта. буниңдин башқа хитайдики асасий ул муәссәләрдики тәрәққият, мәсилән, һәшәмәтлик егиз биналар, төмүр йоллар, тиз сүрәтлик пойизлар, қийнлиқ дәриҗиси алаһидә юқири қурлушлар, сүний әқил қатарлиқ пән-техника тәрәққияти чәтәлликләрниң көзлирини қамаштуруп хитайға болған қайиллиқи вә һәйранлиқини қозғимақта.
буниң үстигә хитайлар бу тәрәққиятларниң хәлқаралиқ тәшвиқатини наһайити мувапиқийәтлик қилип маңмақта. мәсилән, 2026-йиллиқ хитай йеңи йили (чаған) дики һәшәмәтлик программиларда хитайниң әқиллиқ роботлириниң инсанларға охшаш қийн һәркәтләрни қилиши сосял медия вастиллири арқилиқ пүтүн дуняға тарқитилди вә хитайниң бу роботлириниң сәвийәси дуняниң әң алдида дәп қаралди.
буниңдин башқа хитай һөкүмити хитайлиқ вә чәтәллик сосял медия чолпанлирини ишлтиш арқилиқ хитайниң тәрәққиятини пүтүн дуняға улар чүшиндиған шәкилдә тарқатмақта. буларниң һәммиси бирлишип хитайниң дөләт систимсиниң диктатурлиқи вә уйғурлар, тибәтликләр вә хуңкуңлуқларниң бешиға кәлгән зулум вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини көрүнмәс яки көрүнсиму “тилға алмиса обданрақ болидиған” мәсилигә айландуруп қоймақта. йәни, мундақчә қилип ейтқанда, әнәниви хитай ташқи сиясәт әндизисидә йүз бәргәндәк, хитайниң иқтисад, пән-технка вә һәрбий җәһәтләрдин омумйүзлүк гүллиниши хитайниң сиртидики ” явайилар” ниң көзлирини қамаштурмақта вә хитайға болған қайиллиқини ашурмақта. хитайдики тиҗарәт пурсити, әйнән қәдимки замандикисигә охшаш, “явайилар” ниң түркүм -түркүмләп хитайға еиқишини кәлтүрүп чиқармақта.
“әсирлик нумус” тин “олпан түзүми” ниң әслигә келишигичә
2025-йили декабирниң бешидин башлап, еммануел макрон, марк карний, кейир стармер вә кәм дегәндә йәнә бәш чәтәл рәһбири бейҗиңға зиярәткә барди. бу ай ичидә йәнә германийә баш вәзири фиридрих мерз уларниң изидин маңиду. бу “рәһбәрләр долқуни”дики әң диққәткә сазавәр нуқта уларниң сани әмәс, бәлки кимликидур. йәни йеқинқи нәччә айда хитайға барған алтә зиярәтчи ( франсийә, канада, әнглийә, финландийә, җәнубий корейә вә германийә рәһбәрлири) бир муһим ортақлиққа игә: уларниң һәммиси америкиниң рәсмий иттипақдашлиридур.
трамп түпәйли малиманчилиққа патқан дуняда, америкиниң шериклири америкиниң баш рәқиби болған хитай билән болған мунасивәтни өз ичигә алған башқа мунасивәтлиригә көңүл бөлмәктә. улар үчүн бу чарисизликтин келип чиққан интайин мәнтиқлиқ болған дипломатик “көп хиллаштуруш” қа айланмақта. әмма худди ғәрб рәһбәрлириниң зиярәт долқунини тәнқидлигүчиләрниң қаришиға охшаш бу зиярәтләр ғәрб дөләтлиригә мәнпәәт елип келиштин бәкрәк хитайға болған беқинишни чоңқурлаштурмақта вә хитайниң хәлқара сәһинидики күчини ашурушқа пайдилиқ болмақта. хитайниң нуқтиинәзиридин қариғанда, бу техиму зор бир бөсүштур. илгири америкиниң иттипақдашлири хитай билән алақини үзүш яки кәм дегәндә хәтәрни азайтиш үчүн һәркәт қилатти. мәсилән,явропа иттипақи әнәниви җәһәттә хитайға қарита еһтиятчан мәйданда чиң туруп кәлгән иди. бу позитсийә 2019-йили елан қилинған “явропа иттипақи-хитай истратегийәлик истиқбали”да өз ипадисини тапқан болуп, у йәрдә икки тәрәп мунасивити “шериклик, риқабәт вә системилиқ рәқиблик” дәп ениқлима берилгән. әмма хитай өзини трамп һөкүмитиниң “шәхсийәтчи” вә “тәхмин қилғили болмайдиған” сияситигә селиштурғанда, муқим вә алдин мөлчәрлигили болидиған шерик сүпитидә намаян қилғандин кейин һазир бундақ бир йүзлиниш қалмиди. хитай болса бу йеңи һаләт үчүн тәнтәнә қилмақта.
хитай бу зиярәтләрдә явропа иттипақи сәвийәсидики органларни айлинип өтүп, әза дөләтләр билән айрим-айрим икки тәрәплик алақә бағлаш истратегийәсини қолланмақта. хитай, өзиниң ички сияситидә бирлик хәлқниң бәхт- саадитиниң җан томори дәп шуар товлисиму, ташқи сиясәттә яврупа иттипақи қатарлиқ иттипақларни мустәққил һәркәт қилмиди, дөләтниң мәнпәтини асас қилип һәркәт қилиши керәк, дәп бир тәрәптин заңлиқ қилған боливалиду, йәнә бир тәрәптин мустәққил һәркәт қилишқа риғбәтләндүриду. бу мәнтиқә билән 2025-йилиниң ахирида франсийә президенти еммануел макрон зиярәткә кәлгәндә, сөһбәт хитай-франсийә омумйүзлик истратегийәлик шериклик мунасивитини күчәйтишкә мәркәзлишип, “истратегийәлик мустәқиллиқ” вә “көп тәрәплимилик”тин ибарәт ортақ нишанларни тәкитлиди. макрон хитайда үч күн зиярәттә болғанда хитай уни рәсмий мурасим билән иззәт-һөрмити қилған һалда күтүвалди. диққәткә қилшиқа әрзийдиған нуқта шуки, явропа комитетиниң рәиси урсула вон дер лейен бу учришишқа тәклип қилинмиди, бу хитайниң явропа иттипақи органлиридин көрә, әза дөләтләр билән айрим алақә қилишқа әһмийәт беридиғанлиқидин ениқ сигнал бәрди. йәнә мәсилән 2026-йили 27-январ финландийә баш министири петтери орпо хитайни зиярәт қилғанда хитай сода министири ваң вентав финландийәни явропа иттипақини чәклимә характерлик сода вә иқтисадий тәдбирләрни һәддидин зиядә қоллиништин агаһландурушқа чақирди. у йәнә қоғдиниш психикисиға қарши турушқа вә явропада тиҗарәт қиливатқан хитай ширкәтлири үчүн адил, очуқ вә мөлчәрлигили болидиған сода муһити яритишқа үндиди.
хитайниң яврупа иттипақи сияситиниң муһим нуқтиллириниң бири яврупаниң бирликини парчилаштур, вә буниң үчүн башта явропа гуруһи ичидә хитайниң иттипақдашлирини йетиштүрүш чиқиш истратигйсини қолланмақта. хитайниң бу ғәризи ши җинпиңниң йеқинқи франсийә, сербийә вә венгирийәни өз ичигә алған явропа зияритидә ениқ көрүлди. бу зиярәттики әң муһим һалқа һәргизму яврупа иттипақиниң лидир дөлити франсийәгә қилинған зиярәт әмәс бәлки сербийә вә венгирийә зияритидур. чүнки хитай әсли бәрмәкчи болған сигнални бу икки дөләтни зиярәт қилиш арқилиқ бәрди. сербийә яврупадики толиму адәттики вә ғәлитә дөләт болуп, яврупа иттипақиға әза әмәс, шундақла бәк тәрәққий қилған бай дөләтму әмәс. әмма бу дөләт хитайниң бу қитәдики әң чоң қоллиғучисидур. косово уруши қатарлиқ тарихи сәвәбләр түпәйлидин яврупа вә америка билән мунасивити яхши әмәс. венгирийә болса яврупа иттипақиға әза, әмма яврупаниң бешини көп ағритидиған дөләт. венгирийәдики орбан һөкүмити руспәрәс һөкүмәт болуп окраийна урушида баштин ахири русийәгә йол қоюш һәққидә ваизлиқ қилип келиватиду. йәнә келип хитайға болған көз қаришиму иҗаби болуп яврупадики башқа дөләтләргә қариғанда хитай тәһдидигә қарши һушяр әмәс, яки һошярлиқиниң керики йоқ дәп қарайду. ши җинпиң мана бу икки хитайпәрәс дөләтни зиярәт қилиш арқлиқ, яврупа иттипақ визийонидин узақ турдиған вә хитайға иҗаби қарайдиғанларға алаһидә имитияз беридиғанлиқи сегиналини бәрди.
йеқинқи зиярәт долқуниға қайтип кәлсәк, ши җинпиң хитайға зиярәткә кәлгән һәр бир ғәрб лидирлириға “б д т ни мәркәз қилған хәлқара система” вә хитай оттуриға қоюп келиватқан “йәршариви башқуруш тәшәббуси”ни тәкитләп, хитайни америка йолға қойған күч дипломатийәси вә бир тәрәплимиликкә қарши туридиған һәқиқий көп тәрәплимиликниң қоғдиғучиси сүпитидә тәсвирлимәктә. хитай бу арқилиқ өзиниң чоң дөләтлик орнини мустәһкәмлимәктә вә америкиниң “қоршавға елиш” тиришчанлиқиға қаримай, дунядики асаслиқ иқтисадий гәвдиләрниң йәнила хитайға чоңқур бағланғанлиқини испатлимақта.
шуниму тәкитләп өтүш керәкки, ғәрб рәһбәрлириниң хитай зиярәт долқуни биләнла улар хитайниң қойниға өзини етип кәтмәйду, шундақла һәммидә хитайниң дегини һисаб болуп кәтмәйду. мәсилән, яврупа иттипақи хитайниң әза дөләтләрни мустәққил һалда хитай билән мунасивәт қурушқа риғбәтләндүрүшигә қаримай, бирлик ичидә һәркәт қилмақта, шундақла хитай билән болған сода келишимлиридә хитайға йол қоймайватқан нурғун тәрәпләр мәвҗут. әмма бу дөләтләр бир тәрәптин хитай билән һәмкарлашқили болидиған саһәләр һәққидә актип издәнмәктә. йәнә бир тәрәптин хитай зиярәткә кәлгән рәһбәрләрдин техиму көп мәнпәәт тәләп қилмсиму зиярәтләрниң символлуқ қиммити йетәрликтур. чүнки бу икки тәрәплик зиярәтләр дөләт ичи вә сиртида хитайниң чоң дөләтлик орни вә америкиниң ишәнчликлики төвәнлигәнлики һәққидә күчлүк сигнал бериду. йәнә келип хитай яхши мунасивәтни сақлаш арқилиқ бу дөләтләрдин тәйвән мәсилисидә хитайни қоллашни тәләп қилалайду. мәсилән, 2026-йили 5-январерландийә баш министири мартин хитайға зиярәткә кәлгәндә ерландийәниң “бир хитай” сияситигә болған вәдисини йәнә бир қетим тәкитлигән вә хитайни хәлқара ишлардики кәм болса болмайдиған бир күч дәп тәсвирлигән.
йәнә бир муһим нуқта болса, бу дөләтләр илгири хитай мәһсулатлирини тәминләш зәнҗиридин чиқирип ташлашни үмид қилған дөләтләр иди вә булар билән мунасивәтни муқимлаштурушниң өзила бир әмәлий илгириләштур. мәсилән канада бурун “уйғур қул ишчилиқи” вә башқа сәвәбләр билән хитай билән тиҗарәттә мусапә сақлап кәлгән иди. америкиниң тәһдид селиши билән хитайға йеқинлашти вә хитайниң електронлуқ машинилиридин елинидиған таможна беҗини кәскин төвәнләтти. йәнә келип бу дөләтләр билән достанә өтүш арқлиқ уларниң хитайға техника имбаргоси қоюшниң алдини алғили болиду вә бу хитайға өзиниң техника иқтидарини тәрәққий қилдуруш үчүн бошлуқ вә вақит яритип бериду. шуниң билән бир вақитта, хитайниң йешил техника ширкәтлири таможна беҗи урушидин сақлиниш үчүн ғәрбтә қураштуруш завутлирини қурушни үмид қилмақта. хитай һөкүмити ғәрб рәһбәрлиригә мувапиқ сода имтиязи бериш арқлиқ ғәрбтә бундақ завутларни қурушни қолға кәлтүрүши мумкин. мәсилән һазир хитайниң токлуқ машина магнати BYD ниң түркийә вә вингирийәдә ишләпчиқириш базиси бар яки қуруливатиду. көплигән хитай истратигийчилири хитайниң сәврчан болса, ахирида дуняниң қалған қисмини хитайниң америкиға охшимайдиғанлиқиға, уларға муқимлиқ вә гүллиниш елип келидиғанлиқиға қайил қилалайдиғанлиқиға чоңқур ишиниду.
бу зиярәтләрниң хитайниң ички сияситигә көрситидиған тәсири техму чоң. бу хитайларниң милли иптихарини вә хитай милләтчиликини күчәйтиду. хитайлар 1840-йилидин 1949- йилиғичә болған дәврни “әсирлик нумус” дәп атайду, вә буни хитай хәлқниң тарихтики әң езилгән вә әң нумус қиларлиқ дәврлириниң бири дәп қарайду. бу дәврдә хитайни бу хил туйғуға елип кәлгини дәл һазир хитайни бәс-бәстә зиярәт қиливатқан әнгилийә, фирансийә, гирманийә, русийә, портигалийә, италийә дегәндәк ғәрб дөләтлириниң һәрбий вә иқтисади күчи иди. (әлвәттә америка вә япунийәму буларниң ичидә бар иди). шу чағларда хитайлар ғәрб дөләтлиридин у қәдәр қорқуйтики,вәзир ли хуңҗаң “ғәрб билән тутушуп қелишни йәңгиллик билән тилға алғили болмайду” дәп чиң сулалсини уруштин өзини қачурушқа қайил қилишқа теришатти, нәтиҗидә һөкүмәт барлиқ тәңсиз шәртнамиләргә мақул болатти. буниңға әгишип кәлгән икки дуня уруши билән хитайларниң чоң күчләр алдидики илаҗсизлиқи вә бозәк болуши хитай хәлқниң еңға орнап кәткән. буни хитайниң тарих китаблиридин вә хитай мутәхәсисләрниң язған мақаллиридинму көривалғили болиду. хитайлар изчил түрдә бу ар- нумусни ююшниң йолини изләп келиватиду . һазир хитай дуняниң дәриҗидин ташқири күчлүк дөләтләрниң биригә айланди. “глобал җәнуп” дәп аталған нурғунлиған тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң рәһбиригә айланди. түрк вә ислам дуняси хитайниң гио-политик тәсир даириси ичигә кирди. һәммидин диққәт тартидиғини,1840-йили хитайни нәнҗиң шәртнамсигә мәҗбури имзалатқузуш арқилиқ бу “әсирлик нумус” ни башлап бәргән дөләт “күн патмас емперийә” дәп нам алған әнгилийә иди. мана бу әнгилийәниң баш вәзири кер ситармир 2026-йили хитайни зиярәт қилғанда, ши җинпиң қатарлиқ хитай рәһбәрлириниң қаршисида сәмимийти билән очуқ қилип хитайниң үстүнлүкини итрап қилиди , хитайниң тәрәққиятиға мәдһийәләр оқуди вә сосял медия һисабида хитайға болған қайллиқини ипадилиди. (әнгилийә вә хитай вәкиллири қариму-қарши олтурған узун дипломатийә үстилидики ситармир вә ши җинпиңниң бәдән тили икки дөләт оттурсидики мунасивәтни техму инчикә чүшәндүрүп бериши мумкин). әнглийәдики өктичиләр тәрипидин бу зиярәт хитайға “тазим қилиш” (kowtow) дәп тәсвирләнди. бу зиярәтниң нәтиҗисидә, көп қарши турушқа учрап кәлгән хитайниң әнглийәдә гигант йеңи әлчихана қуруш иши әмәлгә ашти.
башқа ғәрб лидирлириму охшашла хитайниң үстүнликини қобул қилшти. 100 йил илгири топ-зәмбирәклири билән хитайға тәһдид салғили кәлгән 10 нәччә дөләт, 100 йил кейин хитайниң қаршисида мулайимларчә мәнпәт тәләп қилип олтурди. бу көринишини көргән хитай хәлқи хитай коминист партийси нәқәдәр диктатур болсун рәһмәт ейтмай туралмайду. (йәнә келип хитайниң хитай хәлқигә қанчилик диктатур икәнликиму айрим муназирә темисидур. йәни уйғурлар вә тибәтләр қилинған муамилләрни хитай хәлқигә қилмайду.) бу тәбий һалда хитай һакимйтиниң хитай хәлқниң нәзиридики қанунийлиқини күчәйтиду, буниң билән хитайниң һакимийәт ули техиму чиң болиду. йиғип ейтқанда бу “лидирлар долқуни” ниң хитайға қарап еқиши хитайниң һәм хәлқара сәһнидики образини күчәйтиду, һәм ичидики җәһәттә хитайниң мәшруийтини ашуриду. бундақ әһвлда ғәрблик бәзи тәтқиқатчилар дәп келиватқан хитай хәлқи әмәлийәттә хитай һөкүмтигә нарази дегән қараш чәк басмайду. көпчилик хитай хәлқи хитай һөкүмитин рази, шундақла хитай давамлиқ иқтисади җәһәттин күчлүк вә хәлқара сәһнидә йүз-абройлуқ болдикән, хитай хәлқидики бу разимәнлик вә хитай коминисит һакимийтигә болған қоллаш давам қилиду. бу нуқтидин қариғанда хитай рәһбәрлири трампқа чуңқур рәһмәт йетиса болиду.
хуласилигәндә, хитай америкиниң иттипақдашлири болған фирансийә, әнглийә, гирманийә, финландийә, канада,ерландийә… қатарлиқ дөләт рәһбәрлирини мувәппәқийәтлик күтүвелип, өзиниң йәр шари ишлиридики “кәм болса болмайдиған актип күч” вә “тинчлиқниң күчлүк тирики” икәнлики имажини яратмақта вә буни бир гио-политикилиқ қорал қилип ишләтмәктә. муһит мәсилиси пүтүн инсанийәт үчүн әң муһим мәсилә боливатқан тарихи шараитта хитай токлуқ машина, шамал ениргийиси қатарлиқ қайта һасил болидиған енергийә саһәлиридә дуняниң йитәкчи дөлитигә айланди. бу йитәкчилик күчигә йәнә 5G интернит ул әслиһәлириниму қошушқа болиду. хитай өзини сода вә дуняви килимат мәсилисидики муһим дөләт вә ишәнчлик шерик қилип көрситиш арқилиқ, өзиниң “тинчлиқта илгирилиши” ни тирамп һөкүмитиниң “шәхсийәтчи”, “бикинмчи”, “қалайимиқанчилиқ” вә “тоқунуш чиқирдиған” сияситигә селиштурма қилиш арқилиқ хәлқаралиқ күчини ашурушқа теришмақта. 2026-йиллиқ мюнхен бихәтәрлик йиғинида, ваң йи хәлқара системиниң мәғлуп болуши б д т сәвәбидин әмәс, бәлки “бәзи дөләтләр”ниң (америкини көздә тутиду) “өзини һәммидин үстүн қоюши” вә “соғуқ мунасивәтләр уруши тәпәккурини қозғашқа урунуши” сәвәбидин болуватиду, дәп тәкитлиди. хитайниң хәлқара җәмийәткә суниватқини болса, дөләтләр хитай бәлгилигән “һәқиқий көп тәрәплимилик” рамкиси ичидә һәрикәт қилса, “кичик вә оттураһал дөләтләр” баравәр сөз һоқуқиға игә болидиған көп қутуплиқ дунядур. хитай буниңға “охшашлиқ болмиған маслишиш” дәп исим қойған болуп, җәмийәт системиси вә қиммәт қараштики пәрқләрниң һәмкарлиққа тосалғу болмаслиқидәк бир дуняви визийонни оттуриға қоймақта. шундақла ғәрб рәһбәрлириниң хитай зиярәтлирини, өз шәртлири астида капиталистик демократийә әллири билән “маслишиш” қа еришәләйдиғанлиқиниң намаяндиси қилип сунмақта.
хитай иқтисадиниң гүллинши, һәрбий вә пән техника күчиниң ешиши шундақла хәлқара сәһинидә (әсли өзи маһийәт җәһәттин ундақ болмисму) пиринисп вә қаидиләрни тәкитләйдиған, һәммә билән инақ өтүшни тәшәббус қилидиған дөләт болуп оттуриға чиқиши нурғунлиған дөләтләрни хитай тәрәпкә тартмақта. худди хитай падишаһлири қәдимки заманда сарийидин чиқмай һәр қайси “явайи” әлләрниң лидирлирини күтивалғандәк, һазир ши җинпиң җуңнәнхәйдин чиқмай дуняниң һәр қайси раюнлиридин кәлгән дөләт башлиқлирини күтивалмақта. худди хитай падишаһлири “явайиларға” хитайда тиҗарәт қилиш пурсити бериш арқилиқ өзиниң үстүнлүкини қобул қилдурғандәк, ши җинпиң күнимиздики заманиви “явайи” әлләрниң рәһбәрлиригә иқтисади мәнпәт бериш арқлиқ хитайниң үстүнлүкини қобул қилдурмақта. әлвәттә бу заманиви “явайилар” ялғуз яврупалиқларла әмәс, булар хитайниң үстүнлүкини әң ахирида қобул қилған “явайилар” дур. шәрқий җәнуний асиялиқ, африқилиқ, мусулман вә түрк “явайилар” хели бурунла хитайниң үстүнлүкини қобул қилип болған вә хитайниң “йеңи олпан систимиси” ниң ичигә кирип болған иди.
ахирида, хитайниң бу хил пүтүн охшимаслиқларни бир чәткә қайрип қоюп һәмкарлишишини тәшәббус қилиши, әсли америка қуруп чиққан б д т ниң пиринсиплири бойичә һәркәт қилишни, шундақла ғәрб либралимзиниң мивиси болған дуняви содини күчәп тәрғип қилиши хитайниң һәқиқәтән бу қиммәт қарашларға егә икәнликидин дерәк бәрмәйду. буларниң һәммиси хитайниң һәм әнәниви дөләт башқуруш пәлсәписигә, һәм хитай коминист партисийиниң башқуруш усулиға зит. йәнә келип хитай хәлқара сәһинидә өзини идиологийси вә дөләт сиситимиси немә булишидин қәтийнәзәр һәммини қучақлайдиған тинчлиқпәрвәр актийор қилип сунуши униң дөләт ичи сияситиниң тамамән зитидур. пәқәт хитай хәлқара сәһнидә бу хил сиясәттин мәнпәткә еришкәнлики үчүн уларни күчәп тәрғип қилмақта.
америкиниң пүтүн шәхсйәтчи вә йүзсизликиниң әлвәттә сәвәби бар. оттура вә узун мәзгиллик кәлгүсидә америкиниң дөләт мәнпәти вә хитайниң америкиниң орнини елвалмаслиқи үчүн пайдиси бар. әмма қисқа бир мәзгил хитай хәлқара сәһниниң әң муһим бәлгилигүчи күчләрниң бири болуп қелишниң иһтималлиқи наһайити күчлүк. бундақ әһвалда ғәрб димкратик дөләтлириниму өз ичигә алған һәр қайси дөләтләрниң хитайниң ичики сиясити, кишилик һоқуқ вәзийти вә уйғур сиясити һәққидә гәп қилиш иһтималлиқи төвән болиду яки тилға алсиму иҗра қилдуруш күчи болмайду. әмдики уйғурлардики мәсилә, мана бу тарихи шараитта немә қилиш керәк? уйғур диаспорасиниң күчи қанчилик вә бу күчи билән немә қилғили болиду ? дегәндин ибарәттур.
пайдиланған мәнбәләр:
• Janardhanan, V. (2026, January 21). Davos 2026 is also about US-China rivalry in geopolitics, trade and tech. And China is quietly winning. WION
• China Briefing Team. (2026, January 28). EU-China relations after the 2024 European elections: A timeline. China Briefing
• The Economist. (2026, February 12). What China is really up to in the Arctic
• NATO News. (2026, February 13). NATO Secretary General doorstep at the Munich Security Conference, 13 FEB 2026 [Video]. YouTube
• The Economist. (2026, February 14). America offers Europe warmer words, but a deep chill remains
• Times Now World. (2026, February 14). ‘Western Civilization Is Under Threat’ | Rubio Alarms MSC 2026 Munich Security Conference [Video]. YouTube
• Munich Security Conference. (2026, February). China in the World | Main Stage I [Video]. YouTube
• BR24. (2026, February). China’s foreign minister Wang Yi answers questions about Ukraine and Taiwan | MSC 2026 [Video]. YouTube
• BR24. (2026, February). Macron: Message of hope and determination at the Munich Security Conference | MSC 2026 [Video]. YouTube
• BR24. (2026, February). Von der Leyen: Appeal to Europe to Take Responsibility for Its Own Security | MSC 2026 [Video]. YouTube
• The Economist. (2026, February 16). Why American allies are flocking to see Xi Jinping in Beijing
• The Economist. (2026, February 19). How Germany fell out of love with China.
