мәвлан тәңриқут
(2026-01-31)
рәсимниң мәнбәси: SyriacPress
бу язмида корд қораллиқ күчлири билән йеңи сүрийә һөкүмитиниң һазирқи һаләткә келиш җәряни қисқичә баян қилиниду, шундақла кордларға сунулған келишим маддилири вә кордларниң сүрийәгә қошулушқа қарши туруш сәвәблири тәһлил қилиниду.
2024-йили бәшар әсәд һакимийити ағдурулғандин кейин йеңи сүрийә һөкүмити үчүн әң муһим мәсилиләр: һакимийәтниң хәлқарада етирап қилинишини қолға кәлтүрүш, дөләт ичидә һәммә етирап қилған қануний нопузини тикләш, бихәтәрлик җәһәттә җәнуб тәрәптә исраилийәниң тәһдитини нейтрал һаләткә кәлтүрүш вә шимал тәрәптә кордлар контрол қиливатқан районларни һакимийәт астиға елиш қатарлиқлар иди.
әһмәд шара һөкүмити тарихта аз учрайдиған сүрәт билән бир қатар дипломатик ғәлбиләрни қолға кәлтүрди. қисқиғина бир йилдин көпрәк вақит ичидә бесип өткән дипломатик мусаписигә қариғанда, һазир дуня бу һакимийәтни қобул қилип болди. бир чағларда сүрийәниң кәлгүсидин пүтүнләй үмид үзгән районлуқ вә ғәрб һөкүмәтлири, һазир әсәдтин кейинки бу басқучниң муқим вә иҗадий бир йөнилишкә бурулушидин үмид күтүп сүрийә билән қайтидин алақә бағлимақта. бу (тоғра яки хата болсун) көпинчә кишиләр тәрипидин охшаш идеологийәгә игә дәп қаралған талибан һакимийити билән селиштурғанда чоң бир ғәлбидур. чүнки талибан та һазирғичә өзини хәлқара җәмийәт вә системиға қобул қилдуралмайватиду. сүрийә йеңи һөкүмити дөләт ичидики барлиқ милләт вә мәзһәпләрниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн, сүрийәни һәмминиң мәнпәәтигә вәкиллик қилидиған демократик бир дөләт қилип қуруп чиқидиғанлиқини оттуриға қойди. җәнуб тәрәптә болса исраилийә билән биваситә тоқунуштин сақлиниш арқилиқ исраилийә билән болған зиддийәтни амал бар кичикләтти.
шималдики кордлар болса һәқиқәтән һәл қилиш мурәккәп бир мәсилә иди. чүнки кордлар америкиниң райондики әң чоң иттипақдиши иди, шундақла даишни мәғлуп қилишта һалқилиқ рол ойниған. буниңға уларниң секулар тәшкилат системиси қошулуп түркийәдин башқа дөләтләр тәрипидин зор қоллашни қолға кәлтүрди. нурғун кишиләр, болупму ғәрбликләрниң нәзиридә улар “әркинлик” җәңчилиридур. болупму кордларниң аяллар баталийони ғәрбтә күчлүк иҗабий имаж яратқан болуп, аз болмиған ғәрблик аялларниң бу баталийонға пидаий әскәр болуп қатнашқанлиқи мәлум. мәсилән әнгилийәдин анна исимлик феминист бир қиз 2017-йили бу баталийонға қатнашқан вә кейин урушта өлүп кәткән. йәнә келип йиллардин бери америка қоллап кәлгән болғачқа һәм чоң арқа тирәккә, шундақла заманиви вә хил қорал-яраққа игә. бу ноқтидин қариғанда юқиридики пүтүн мәсилиләр ичидә һәл қилиш әң қийин болған мәсилә мана бу кордлар мәсилисидин ибарәт.
әмма 2026-йили 1-айдики шара һөкүмитиниң уларға һуҗум қилиши вә әң ахирида америкиниң сүрийә алаһидә әлчиси том баррак елан қилған узун тивиттер (X) баянатидин кейин, бу қийин мәсилиниңму үстәл үстидә һәл қилинғанлиқи, йәни зағра нан тили билән ейтсақ кордларниң америка тәрипидин “сетиветилгән”лики аян болди.
том баррак тивиттердики баянатида, бүгүнки вәзийәттә SDF ниң даишқа қарши асасий күч болуштәк әслий мәқситиниң вақти өткәнликини, кордлар йетәкчиликидики күчләрни әмди асаслиқ шерик сүпитидә таянч қилишниң һаҗити қалмиғанлиқини, чүнки әһмәд шара башчилиқидики сүрийә һөкүмитиниң нөвәттә бихәтәрлик мәсулийәтлирини үстигә алалайдиғанлиқиға қадир вә буниңға мәйли барлиқини тилға елиш арқилиқ, сүрийә мәсилисидә әһмәд шара билән ортақ тонушқа кәлгәнликиниң сигналини бәрди.
том барракниң бу сөзлири америкиниң оттура шәрқтики узун йиллиқ иттипақдашлириниң бири болған кордлар йетәкчиликидики “сүрийә демократик күчлири” (SDF) гә тутқан сияситидә зор бурулуш болғанлиқидин бешарәт бәрди. бу йәнә вашингтонниң сүрийә президенти әһмәд шараға болған ишәнчисиниң ешиватқанлиқини көрситиду. америка өзиниң кордлар билән болған һәмкарлиқ мунасивитини, ноябирда америка башчилиқидики ISIS қа йәни даишқа қарши йәр шари иттипақиға киришкә қошулған сүрийә мәркизий һөкүмитигә тикишкәндәк (алмашқандәк) қилиду.
сүрийә кордлири вә сүрийә демократик күчлири (SDF)
сүрийә кордлири сүрийәниң 23 милйон (уруштин илгирики) нопусиниң тәхминән %10 ни тәшкил қилиду вә охшимиған сүрийә һөкүмәтлири астида узун муддәт чәткә қеқилиш һәм зиянкәшликкә дуч келип кәлгән. 2011-йили сүрийә ички уруши партлиғанда, кордлар пурсәттин пайдилинип йерим аптоном район қурған; кордлар әң күчләнгән чағда бу аптоном район сүрийә земининиң төттин бирини, йәни тәхминән 19 миң квадрат мил келидиған даирини контрол қилидиған һаләткә кәлгән.
2014-йили, ирақ-шам ислам дөлити\даиш (ISIS) қа қарши уруш асаслиқи ираққа мәркәзләшкән иди, әмма бу террорлуқ тәшкилатиниң қораллиқ күчлири сүрийәдики панаһгаһлирида толуқ йоқитилмиғучә, урушниң үзүл-кесил ахирлашмайдиғанлиқи ениқ иди. америкиниң сани аз алаһидә қисимлири қуруқлуқта җәң қилишни халайдиған бир шериккә җиддий моһтаҗ иди. дәл шу пәйттә сүрийәниң шәрқий шималидики сүрийә демократик күчлири (SDF) мәйданға чиқти.
сүрийә демократик күчлири 2015-йили асаслиқи кордларниң “хәлқ мудапиә бирликлири” (YPG) тәрипидин қурулған болуп, YPG америка тәрипидинму террорлуқ тәшкилати дәп бекитилгән түркийәни мәркәз қилған “кордистан ишчилар партийиси” (PKK) ниң сүрийәдики тармиқи дәп қарилиду, әмма SDF гә қарайдиған 80-100 миң әскәрниң һәммиси корд әмәс, йәни SDF көп милләтлик бир әскирий тәшкилаттин ибарәт. SDF америка күчлири билән шериклишип, даишни мәғлуп қилиш җәрянида 11 миңдин артуқ җәңчисидин айрилған. униңдин кейин, даишниң тәхминән 9000 адими тутуп туруливатқан түрмиләрни вә даишқа четишлиқ түмәнлигән пуқралар туруватқан лагерларни башқуруш мәсулийитини үстигә елип келивататти.
бәшар әсәд ағдурулғандин кейин, SDF билән әһмәд шара һөкүмити бу корд қораллиқ күчлирини йеңи сүрийә дөлитиниң бир қисми болушниң йол хәритисини бекитидиған бир келишимгә имза қойған. 2025-йили 10-мартта бир келишим түзүлгән вә сүрийә һөкүмити SDF җәңчилирини сүрийә армийәсигә йәккә һалда чечиветишниң орниға, уларни үч бирлик (unit) сүпитидә бирләштүрүшкә қошулуп, уларниң айрим бир күч сүпитидә сақлинип қелишиға вә тәшкилат рәһбири мәзлум абдиниң дөләт мудапиә саһәсидә юқири дәриҗилик вәзипә өтүшигә мақул болған.
2025-йили апрелда уруш тохтитиш келишими имзаланған болсиму, икки тәрәп оттурисидики җиддийлик йил бойи давамлашти. түркийә ташқи ишлар министири хақан фиданниң сүрийә әмәлдарлири билән болған учришишлиридин кейин вәзийәт даим җиддийлишип турди. 2025-йили өктәбирдә, сүрийә һөкүмитиниң һаләб әтрапидики һәрбий орунлаштуруши билән икки тәрәп оттурисидики тоқунуш башланди. әмма америкиниң биваситә васитичиликидә вақитлиқ келишим түзүлди. бу келишим 10-марттики бирлишиш пиланини йолға қоюштики түп зиддийәтләрни һәл қилалмиди. 2026-йили январниң бешида сөһбәт мәғлуп болди.
вәзийәтниң кәскинлишиши
4-январ күни, дәмәшиқтә SDF қомандани мәзлум абди билән сүрийә әмәлдарлири оттурисида өткүзүлгән юқири дәриҗилик йиғин сүрийә ташқи ишлар министири әсәд әл-шайбани тәрипидин туюқсиз тохтитилди. гәрчә SDF сөһбәтниң давамлишидиғанлиқидин бешарәт бәргән болсиму, лекин әтисила сүрийә бихәтәрлик күчлири һаләбтики корд мәһәллилиригә һәрбий һәрикәт қозғиди. америка йәһудий дөләт бихәтәрлик институти (JINSA) бу һәқтики мәлуматиға асасланғанда, сүрийә һөкүмити бу һәрикәтни хәлқаралиқ дипломатик мувәппәқийәтләрдин кейин елип барған. йәни бу һуҗум сүрийә-исраилийә сөһбитидин кейин йүз бәрди, шундақла түркийәниң бесими күчәйгән бир пәйткә тоғра кәлгән. түркийә әһмәд шара һөкүмитидин 2025-йилиниң ахириғичә SDF ни сүрийәгә қошулушқа мәҗбурлашни тәләп қилған болуп, SDF буниңға бәк писәнт қилмай кәлгән.
тоқунушлар вә инкаслар
6-январ күни, сүрийә һөкүмәт қошунлири әшрәфийә вә шәйх мәқсуд мәһәллилиригә һуҗум башлиди. бу мәһәллиләрдә 2011-йилидин бери сүрийәниң башқа җайлиридики зораванлиқтин қачқан асаслиқи кордлар, шундақла әрәбләр вә диний аз санлиқлардин тәркиб тапқан 200 миңға йеқин адәм яшап келивататти. сүрийә һөкүмити тарқақлаштуруш буйруқи чиқирип, олтурақ районларға танкиларни киргүзди. җәң шиддәтләнгәчкә, бир нәччә күн ичидә 140 миңдин артуқ пуқра сәргәрдан болди.
һуҗум башлинип икки күндин кейин, йәни 8-январ күни, түркийә мудапиә министирлиқи әгәр тәләп қилинса сүрийәниң SDF гә қаратқан һәрикәтлирини “қоллашқа” тәйяр икәнликини җакарлиди вә буни сүрийәниң “террорлуққа қарши туруш” күришигә ярдәм бериш дәп сүпәтлиди. түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан 9-январ күни “қораллиқ тәһдит болмиса, SDF ниң сөһбәт арқилиқ бирәр ишни вуҗудқа чиқириш пурсити йоқ” деди.
һаләбниң контроллуқини тамамлиғандин кейин, дәмәшиқ һәрикәт даирисини шәһәр сиртиға тез сүрәттә кеңәйтти. 13-январ күни, сүрийә һөкүмәт армийәси фрат дәрясиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан, һаләбниң тәхминән 50 километир шәрқидики кордлар контроллуқидики дәйр хафер вә мәсканә базарлирини “йепиқ һәрбий район” дәп җакарлиди. дәмәшиқ барлиқ қораллиқ гуруппиларни фратниң шәрқ тәрипигә чекинишкә буйруди вә пуқраларға тарқақлишиш һәққидә агаһландуруш берип, 14-январ әтигән саәт 9 дин кәч саәт 5 кичә аһалиләрниң чиқип кетиши үчүн “инсанпәрвәрлик каридори” ачти.
һәрбий орунлаштуруш интайин зор көләмдә болди. оттура деңиз қирғиқидики лазиқийә вилайитидин қошумчә күчләр йетип кәлди, бу дәмәшиқниң бу һәрикәт үчүн пүтүн мәмликәттики байлиқларни сәпәрвәр қиливатқанлиқидин бешарәт бәрди. хәвәрләргә қариғанда, дәмәшиқ тәрәпдари күчләр дәйр хаферниң ул әслиһәлирини бомбардиман қилишқа башлиған болуп, бу әһвал раққа вә табқа тәрәпкә қарап түркүмләп көчүшни кәлтүрүп чиқарған. SDF ниң билдүрүшичә, сүрийә күчлири табқа әтрапида учқучисиз айропилан һуҗуми елип барған.
дәйр хафер әтрапидики чәклик һәрикәт сүпитидә башланған бу вәқә тезла сүрийәниң земин хәритисини түптин өзгәртиветидиған техиму кәң көләмлик һуҗумға айланған. 16-январ күни, SDF күчлири дәйр хафер вә мәсканәдин чекинди. нәтиҗидә, 17-январға кәлгәндә сүрийә һөкүмәт армийәси бу икки базарни контроллуқиға алди, андин техиму шәрқкә илгириләп, табқа шәһирини игиләп раққаниң ғәрбий дәрвазисиға 5 километирму кәлмәйдиған җайға йетип барди. сүрийә нефит ширкити SDF күчлири чекингәндин кейин әл-рәсапа вә сәфян нефитликлирини контроллуқиға алғанлиқини җакарлиди.
бу һуҗумларниң тез сүрәттә ғәлибә қилишидики сәвәбләрниң бири SDF тәркибидики әрәб қәбилилириниң һөкүмәт тәрәпкә өтүп кетиши болған. иқтисадшунас (The Economist) журнилиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, SDF сепидики миңлиған әрәб әскәрлири қошундин йенип чиққан. бу йәрдә даиш тутқунлири туруватқан түрмиләр назук вә хәтәрлик мәсилә болуп қалған. сүрийә һөкүмити SDF ни түрмиләрни сиясий козир сүпитидә пайдилиниватиду дәп әйиблигән. сүрийә ички ишлар министирлиқи SDF ниң сиясий тәһдит сүпитидә тутқунларни қәстән қоюп бәргәнликини вә бу әслиһәләрни дәмәшиқниң контроллуқиға өткүзүп беришни рәт қилғанлиқини илгири сүргән. америка мәркизий қоманданлиқ штаби (CENTCOM) очуқ баянат елан қилип, сүрийә һөкүмәт қошунлирини һаләб билән табқа оттурисидики “һәр қандақ һуҗум характерлик һәрикәтни тохтитишқа” чақириқ қилған. бу америкиниң вәзийәтниң начарлишип кетишидин нәқәдәр әндишә қиливатқанлиқини көрситидиған аз учрайдиған биваситә баянат иди.
кордларға сунулған келишим
16-январ күни, сүрийә қошунлири тез илгириләватқан бир пәйттә, әһмәд шара кордларни “сүрийә хәлқиниң айрилмас вә муһим бир қисми” дәп җакарлайдиған вә кордларниң һоқуқи һәм бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа вәдә беридиған бир пәрман чиқарди. бу пәрман билән әрәб тили билән биллә корд тили дөләт тили қилип бекитилди, аммиви мәктәпләрдә корд тилида маарип беришкә рухсәт қилинди, нурғун кордларни гражданлиқтин мәһрум қалдурған талаш-тартиштики 1962-йиллиқ нопус тәкшүрүш тәдбирлири әмәлдин қалдурулди һәмдә кордларниң йеңи йили болған норуз байрими дөләтниң маашлиқ дәм елиш байрими дәп җакарланди. бу сүрийә 1946-йили мустәқил болғандин буян кордларниң һоқуқиниң тунҗи қетим рәсмий етирап қилиниши болуп һесаблиниду. әмма кордларниң нәзиридә гәрчә бу сүрийә тарихидики әң чоң етирап қилиш болсиму, улар издәватқан асасий қанунлуқ капаләткә селиштурғанда бу пәрман йетәрсиз шундақла турақлиқлиққа игә әмәс дәп қаралди.
икки күндин кейин, SDF өз контроллиқидики районниң йеримиға йеқинини бир нәччә күн ичидә қолдин берип қойғандин кейин, шара билән мәзлум абди 14 маддилиқ бир сүлһи келишимигә имза қойди.
тәклип қилинған 14 маддилиқ бирлишиш келишиминиң бәзи муһим маддилири
һәрбий вә бихәтәрлик бирикиши:
5-мадда: барлиқ SDF әскәрлири вә бихәтәрлик хадимлири бихәтәрлик сүзгүчидин өткәндин кейин, йәккә һалда (коллектип бирлик сүпитидә әмәс) дөләт мудапиә вә ички ишлар министирлиқлириға толуқ чечиветилиду; улар һәрбий унван вә малийә тәминати билән тәминлиниду.
6–мадда: SDF әсәд реҗиминиң қалдуқлирини өз сепигә қошмаслиққа вә райондики сабиқ реҗим хадимлириниң тизимликини тәминләшкә вәдә бериши керәк.
сиясий вәкиллик вә идарә қилиш:
10-мадда: дөләтниң мәркизий қурулмисидики юқири дәриҗилик һәрбий, бихәтәрлик вә мәмурий орунларға SDF рәһбәрлики көрсәткән намзатлар тизимлики қобул қилиниду.
кордларниң һоқуқини етирап қилиш:
11-мадда: кордларниң мәдәнийәт вә тил һоқуқини етирап қилидиған, тизимликкә елинмиғанларниң гражданлиқ мәсилисини һәл қилидиған 2026-йиллиқ 13-номурлуқ президент пәрмани қобул қилинду.
районлуқ бихәтәрлик мәҗбурийәтлири:
12-мадда: дөләтниң игилик һоқуқи вә район муқимлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, SDF сүрийәлик болмиған барлиқ PKK рәһбәрлири вә әзалирини сүрийә чеграсидин чиқирип ташлашқа вәдә бериши керәк.
13-мадда: сүрийә дөлити хәлқаралиқ иттипақниң актип әзаси сүпитидә, америка билән маслашқан һалда даишқа қарши җәңни давамлаштурушқа вәдә бериду.
бу маддиларға қариғанда бу келишимдә сүрийә һөкүмити, кордлар, түркийә шундақла америка қатарлиқ тәрәпләрниң ортақ мәнпәәти бар.
әмма мутәхәссисләрниң қаришичә, бу әмәлийәттә корд қораллиқ күчлириниң толуқ тәслим болғанлиқидин дерәк бериду. келишимдә раққа вә дәйр әз-зор вилайәтлириниң мәмурий вә һәрбий җәһәттин дәрһал сүрийә һөкүмитигә өткүзүп берилиши бәлгиләнгән. даиш түрмилири, нефитликләр, су електр тосмилири вә чегра еғизлиридәк истратегийәлик байлиқлар вә җайлар һөкүмәткә өткүзүп берилидиған болған. келишимдә йәнә SDF ниң ахирқи таянч нуқтилири болған һасәкә вә кобаниниң аста-аста дөләткә қошуветилидиғанлиқи тилға елинған. барлиқ SDF әскәрлири вә бихәтәрлик хадимлири сүрийә дөләт мудапиә вә ички ишлар министирлиқлириға йәккә һаләттә сиңдүрүлидиған болған. йәни булар бир туташ корд қисимлирини сақлап қелиш һәққидики узун йиллиқ тәләпниң рәт қилинғанлиқини көрситиду. сүрийәниң б д т дики әлчиси ибраһим олаби болса техиму очуқ қилип: “SDF тарқитиветилиду, җәңчиләр бихәтәрлик сүзгүчидин өткәндин кейин, йәккә һалда дөләт армийәсигә қошуветилиду” деди. америкиниң түркийәдики әлчиси вә сүрийә алаһидә әлчиси том баррак бу келишимни “икки бүйүк сүрийә рәһбири” оттурисидики мувәппәқийәтлик бир қәдәм дәп алқишлиди. шу күни кәчтә сүрийә қошунлири барлиқ мәһәллиләргә орунлишиш үчүн раққаниң мәркизигә кирди. сүрийә һөкүмити үчүн ейтқанда, бу бир мутләқ ғәлибә иди.
туюқсиз йимирилиш
әмма сөһбәттин 24 саәт өтмәй турупла, оқ чиқиришни тохтитиш келишими йимирилди. 19-январ күни, икки тәрәп бир-бирини келишимгә хилаплиқ қилиш билән әйиблиши билән бир вақитта, нурғун сәпләрдә җәң қайта партлиди. җәң җәрянида, әл-шаддади түрмисидин тәхминән 200 нәпәр даиш мәһбуси қечип кәткәнлики хәвәр қилинди. икки тәрәп йәнила бир-бирини әйиблиди: сүрийә ички ишлар министирлиқи SDF ни сиясий тәһдит сүпитидә мәһбусларни қәстән қоюп бәрди дәп әйиблисә, SDF һөкүмәт тәрәпдари қәбилә җәңчилириниң бу түрминиң контроллуқини қолдин берип қойғанлиқини ейтти. сүрийә қошунлири қачқанларниң 81 ни қайта тутқанлиқини, башқа мәһбусларниң техичә қечип йүргәнликини мәлум қилди.
сүрийә һөкүмити вә корд әмәлдарлириниң ейтишичә, әл-һол лагеридин туюқсиз чекиниш йәкшәнбә күни һасил қилинған келишимни йолға қоюш үчүн елип берилған сөһбәтниң мәғлуп болушидин бир күн кейин йүз бәргән. он йилдин көпрәк вақит әл-һол лагерини контрол қилған SDF, лагер әтрапидики тоқунушлар шиддәтләшкәчкә, қошунлирини йеқин әтраптики районларға қайта орунлаштурушқа мәҗбур болғанлиқини ейтқан.
әл-һолдики лагерларда нөвәттә 23 миңдин артуқ адәмниң бар болуп, уларниң көпинчиси сүрийәлик икәнлики мәлум. буниңдин башқа йәнә 2000 гә йеқин ирақ граждани вә 6000 әтрапида башқа чәтәл гражданлири бар. нурғун дөләтләр бихәтәрлик әндишилири, қануний тосалғулар вә дөләт ичидики сиясий қаршилиқларни сәвәб қилип, лагердики аяллар вә балилар арисидики өз гражданлирини қайтуруп кетишни халимиған.
19-январ кәчтә мәзлум абди билән әһмәд шара оттурисида өткүзүлгән йиғин һечқандақ нәтиҗисиз ахирлашқан. корд тәрәп вәкилиниң дейишичә, сүрийә һөкүмәт тәрәп шәртләрни техиму қаттиқ қиливалған, SDF ниң “дәрһал һасәкә вә кобанини бошитишини, қорал ташлишини вә армийәгә йәккә һалда қошулушини” қаттиқ тәләп қилип турувалған. униң ейтишичә, SDF йеңи шәртләрни баһалаш үчүн вақит тәләп қилған болсиму, лекин рәт қилинған; у бу тәләпләрниң “корд хәлқиниң 13 йиллиқ нәтиҗилирини йоққа чиқиридиғанлиқини” тилға алған. шу күни кейинрәк, әһмәд шара америка президенти доналд трамп билән телефонда сөзләшкән; икки рәһбәр “күчлүк вә бирликкә кәлгән” сүрийәгә болған ортақ арзусини ипадилигән һәмдә сүрийә дөлити ичидә кордларниң һоқуқиға капаләтлик қилишниң зөрүрлүкини тәкитлигән. SDF болса “хәлқараниң сүкүт қилиши”ни сәвәб көрситип, даиш мәһбуслири туруватқан һасәкәдики әл-һол лагерини қоғдаватқан барлиқ күчлирини чекиндүрүп алдинқи сәптики җәң районлириға йөткигәнликини җакарлиған.
давамлишиватқан сүркилишләр
20-январға кәлгәндә, сүрийә қошунлири қәбилә җәңчилириниңму қоллиши билән SDF ниң ахирқи таянч базиси болған һасәкәниң шәһәр әтрапиға йетип барған. SDF буниңға қарита кобани вә һасәкәниң “гөристанлиқ”қа айлинидиғанлиқи һәққидә агаһландурған вә роҗава һәм явропадики корд яшлирини “қаршилиқ көрситиш сепи”гә қошулушқа чақириқ қилған.
сүрийә президентлиқ мәһкимиси SDF кә һасәкә вилайитини дөләткә әмәлий қошуветиш пиланини қобул қилиш үчүн төт күнлүк мөһләт бәргәнликини, йәни ахирқи агаһландуруш чиқарғанлиқини җакарлиди. сүрийә һөкүмәт әмәлдарлириниң “иқтисадшунас” (The Economist) журнилиға бәргән баянатида, әгәр корд күчлири шу вақитқичә тәслим болмиса, һуҗумға учрайдиғанлиқини ейтқан. бирақ, техичә мустәһкәм қорғанларға игә корд базилирини ишғал қилишниң интайин мушәққәтлик болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.
том баррак корд рәһбәрлирини өзи “әң бүйүк пурсәт” дәп тәсвирлигән бу пурсәтни тутуп қелишқа үндәп, күчләр тәңпуңлуқиниң “түптин өзгәргәнликини” вә америка қоллиған бу бирлишишниң кордлар үчүн етирап қилинған бир сүрийә дөлити ичидә мәңгүлүк һоқуққа еришишниң әң яхши йоли икәнликини илгири сүрди. том баррак йәнә бөлүнүшниң давамлишишиниң сиясий җәһәттин турақсизлиқни яки даишниң қайтидин баш көтүрүшини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи һәққидә агаһландурди. 20-январ йәрлик вақит кәч саәт 8:00 дә йеңи бир оқ чиқиришни тохтитиш келишими елан қилинди.
баррак америкиниң бу келишимни қоллайдиғанлиқини ипадиләватқан бир пәйттә, исраилийәниңму буни қоллайдиғанлиқи һәққидә бир қисим учурлар тарқалған. ройтерс агентлиқи сүрийә әмәлдарлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, париждики сөһбәттә SDF контроллуқидики районларни қайтурувелиш пилани тилға елинғанда исраилийәниң һечқандақ етираз билдүрмигәнликини хәвәр қилған. бирақ, үч тәрәп йиғиниға толуқ қатнашқан исраилийәниң америкида турушлуқ әлчиси йечийел лейтер (Yechiel Leiter) буни кәскин рәт қилип: “исраилийә һечқачан сүрийә армийәсиниң сүрийә кордлириға һуҗум қилишиға йол қоймиди. бу һәқтики һәр қандақ гәп ялған” дегән. демәк исраилийә кордлар мәсилисидә америка билән охшаш қарашта әмәс вә сүрийәдики вәзийәт дөләт мәнпәәтигә уйғун кәлмәйдиған шәкилдә тәрәққий қилса кордларни қоллиши мумкин.
икки тәрәп оттурисидики уруш тохтитиш келишими, төт күнлүк уруш тохтитиш муддити тошқандин бир қанчә саәт кейин йәнә 15 күн узартилди. әлҗәзириниң хәвәр қилишичә, сүрийә мудапиә министирлиқи бу узартишниң сәвәбиниң америкиниң илгири SDF контрол қилған тутуп туруш орунлиридин даиш мәһбуслирини йөткәш һәрикитини қоллашни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән. бәлким һәқиқий сәвәби америкиниң оттуриға чүшүши билән кордларға келишим маддилирини қайтидин ойлишиш үчүн йетәрлик вақит бериш, икки тәрәп оттурисидики мурәссә келишиминиң бәзи маддилирини түзитиш болуши мумкин. һазирғичә билингән хәвәрләргә асасланғанда америка икки тәрәп оттурисида уруш чиқишни халимайду, шуңлашқа һәр икки тәрәпниң келишишигә һәйдәкчилик қилмақта.
бирлишишниң алдидики тосалғулар
гәрчә сүрийә һөкүмити вә америка кордларни тез сүрәттә йеңи һөкүмәтниң бир тәркиби болушқа қиставатқан болсиму, кордлар үчүн бу қарар вә тәрәққиятлар күтүлмигән вә қобул қилиш қийин болуп көрүнмәктә. йәнә бир тәрәптин ирандики тәрәққият вә трампниң иран һәққидики баянатлири бу мәсилигә тәсир көрсәтмәктә. һазирғичә билингән учурларға қариғанда, икки тәрәп оттурисидики бу мурәккәп һаләтниң сәвәбини төвәндикидәк бир қанчигә йиғинчақлашқа болиду:
- кордлар һазирғичә мустәқил болуш яки йүксәк аптономийә елиш нийитидин янмиған вә америкидин йәнила үмидини үзмигән. кордлар америкини қайтидин қайил қилип һечболмиса мурәссә маддилирини аптономийә һоқуқини елишқа қәдәр өзгәртишни қолға кәлтүрүшни ойлишиватқан болуши мумкин. йәнә бир тәрәптин исраилийә тәрәп биләнму көрүшүватқан болуши вә бу арқилиқ һәм америкиға бесим қиливатқан, һәм уруш қайта башлинип қалса исраилийәниң қоллишини қолға кәлтүрүшкә һәрикәт қиливатқан болуши мумкин.
- иранда йүз бериш еһтималлиқи болған һәрбий һәрикәт вә буниң тәсиридә келип чиқидиған районлуқ урушқа тәйярлиқ қилиш. бу америка яки исраилийә иранға туюқсиз һуҗум қилғанда иранниң районда елип бардиған кәң көләмлик өч елиш характерлик қайтурма һуҗумиға тақабил туруш үчүндур. бундақ әһвалда һәм сүрийә һөкүмити һәм кордлар иранға қарши урушқа кириши мумкин. болупму кордлар ирандики кордлар билән йеқинлиқи сәвәбидин техиму муһим рол ойниши, мундақчә қилип ейтқанда америка үчүн йәнә бир қетим иттипақлишиш қиммити болған күчкә айлиниши мумкин. иран билән уруш болуп қалса кордлар билән әһмәд шара һөкүмитиниң бирлишиши америкиға һәм пайдиси йоқ, һәм сүрийә вә район вәзийитини техиму қалаймиқан қиливетиду.
- мәсилигә йәнә бир тәрәптин қариғанда кордлар сүрийә һөкүмити билән бирлишиштин әндишә қилидиған тәрәпләр бар болуп, булар: кордлар шара һөкүмитиниң кордларниң һоқуқи һәққидә чиқарған пәрманиға ишәнмәйду, шундақла бүгүн берилгән вәдиләрниң әтә өзлирини қоғдайдиғанлиқиға қайил әмәс. чүнки ундақ һәқ-һоқуқ бурун кордларға берилип бақмиған болуп, һазирқи һакимийәтниң уларға бу һоқуқларни беридиғанлиқиға кордларниң ишәнмәйдиғанлиқи сөзләнмәктә.
бу ишәнмәслик әмәлийәттә кордлар билән шара һөкүмити оттурисидики мунасивәттин кәлгән болуп, икки тәрәп оттурисида әмәлийәттә өчмәнлик еғир, йәнә келип бу өчмәнлик пәқәт өткән бир йилниң мәһсули әмәс. 2013-йили, корд күчлири “әл-нусра”ға қарши җәң қилған. у чағда “әбу муһәммәд әл-җулани” дәп аталған нусра фронтиниң рәһбири дәл нөвәттики президент әһмәд шараниң өзидур. буниңдин башқа кордлар илгири тоқунушқан һәмза дивизийиси, султан мурад вә әл-амшат қатарлиқ гуруппилар илгири түркийә қоллиған “сүрийә миллий армийәси”ниң тәркибий қисми болуп, һазир сүрийәниң йеңи армийәсигә сиңип кәткән.
кордлар сүрийә һөкүмитигә йиллардин бери контрол қилип келиватқан земин, енергийә ул әслиһәлири, байлиқ, чегра еғизлири қатарлиқ һәл қилғуч муһим әһмийәткә игә нәрсиләрни тапшуруп бериш бәдилигә асасий қанунлуқ аптономийә яки федератсийә әмәс, бәлки бир қатар сиясий вә мәдәнийәт һоқуқлириниң берилишини тәңсиз сода дәп қарайду.
йәнә бир сәвәб сүрийәниң һазирқи вә кәлгүси сиясий түзүми һәққидә кордларниң гуманий қариши болуп, кордлар демократик, күч мәркәзгә мәркәзләшмигән сиясий система истәйду. һазирқи сүрийә һөкүмити демократийәлишиш җәһәттә көп вәдиләрни бәргән, шундақла бәзи илгириләшләрни қолға кәлтүргән болсиму, һоқуқниң мәркәзгә мәркәзлишиш мәсилиси йәнила мәвҗут. йәнә келип икки тәрәп оттурисида идеологийә җәһәттин пәрқ болуп, бу корд қораллиқ күчлириниң секулар тәшкилий системисида вә шара һакимийитиниң җиһадчи өтмүшидә әкис етиду. йәни кордлар кейин диний, идеологийә вә етник пәрқләр сәвәбидин чәткә қеқилишқа учраштин әнсирәйду.
кейинки қәдәмдә немиләр йүз бериши мумкин?
икки һәптилик мөһләтниң ахирлишишиғиму аз қалди вә кәлгүси бир нәччә күн сүрийәниң кейинки нәччә йиллиқ йөнилишини бәлгиләштә интайин муһим рол ойнайду. сөһбәтниң нәтиҗисигә асасән төвәндики төт хил нәтиҗиниң бири йүз бериши мумкин:
- SDF тәслим болиду. сүрийә һөкүмәт тәрәп буни “миллий бирликни әслигә кәлтүрүш” дәп тәшвиқ қилиду, әмма кордлар буни мәҗбурий бойсундуруш дәп чүшиниду.
- SDF сүрийәниң кордлар мутләқ көп санлиқни игиләйдиған районлири үчүн мәнилик бир аптономийә, җүмлидин ички бихәтәрлик вә идарә қилиш капалити тәләп қилидиған тәклипни оттуриға қойиду. бу йол сүрийәниң бирликини рәт қилмайду, бәлки уни қайтидин бәлгиләйду.
- сөһбәтниң нәтиҗисиз ахирлишиши вә җәңниң қайтидин давамлишишидур, бу әһвалда кордлар әң ахирқи җәңгә мәҗбурлиниду. бәзи хәвәрләргә асасланғанда һәр икки тәрәп бу еһтималлиққа тәйярлиқ қилмақта.
- һазирқи һаләтни сақлап қелип йүз бериш еһтималлиқи болған иран урушиға тәйярлиқ қилиш.
буларниң арисида әгәр келишим рәт қилинип икки тәрәп мәсилини җәң мәйданида һәл қилишни таллап қалса, сүрийәниң қайтидин бирликкә келиши қийинлишип кетиду. әксичә, сүрийә йәнә бир чоң уруш қайнимиға кирип қалиду. бу пурсәттә даиш вә униңға охшайдиған башқа террор күчлири қайтидин баш көтүриду вә сүрийә йәнә бир нәччә дөләтниң вакаләт уруши мәйданиға айлинип қалиду.
пайдиланған мәнбәләр:
• The Economist. (2026, January 22). How the Kurds lost control of north-eastern Syria: Once America’s ally, a Kurdish-led militia is no longer considered useful.
• The New York Times . Ward, E., Rubin, A. J., Goldbaum, C., & Schmitt, E. (2026, January 20). U.S. shifts away from Kurdish-led forces in fight against ISIS..
• Al Jazeera Staff. (2026, January 24). Syria extends ceasefire with SDF by 15 days. Al Jazeera.
• Goudsouzian, T. (2026, January 21). After defeating ISIS, Syria’s Kurds are abandoned. Le Monde diplomatique.
• Ozcan, G. (2026, January 21). Will Turkey allow Syria to rebuild? Jerusalem Strategic Tribune.
• Ozcan, G. (2026, January 22). A Unified Syria or a return to civil war? Jewish Institute for National Security of America.
• Ozcan, G., Brody, J., & Gabber, R. (2026, January 21). Syria’s Kurdish crisis: An overview of escalation. Jewish Institute for National Security of America.
• Phillips, C. (2026, January 22). Trump’s betrayal of his Kurdish allies in Syria should have been no surprise. Middle East Eye.
• Quillen, S. (2026, January 22). US envoy meets SDF commander, calls for Syria ceasefire to be upheld. Al Jazeera.
