мәвлан тәңриқут
2026-01-25
сүрийәдики корд қораллиқ күчлири (SDF) 2014 – йилидин бери американиң оттура шәрқтики болупму даишқа қарши әң муһим иттипақдиши иди. америка бу җәрянда кордларға ғайәт зор мәбләғ салди вә нәтиҗидә сүрийәниң шәрқий шималда тәхминән 100 миң кишилик хил қорал билән қоралланған вә узун йиллиқ уруш тәҗрибисигә егә бир күч шәкилләнди. бу күч әсәд һакимийти ағдурулғандин кейин әһмәд шара һөкүмити үчүн әң чоң баш ағриқиниң бири болуп қалған иди. әмма трамп һөкүмитиниң бултур 11-айдин буян, болупму бу йил 1-айниңяқи кордларға тутқан сияситидә “зор бурулуш” болди вә көрүп турватқинимиздәк том барракниң тивитр баянатида вә кордлар билән сүрийә һөкүмити һазир кәлгән басқучта намаян болғандәк америка кордлардин ваз кәчти вә әһмәд шарани таллиди. бу нурғун кишиләрни һәйран қалдурди. ундақта бу һәқиқәтән һәйран қаларлиқ қарарму? вә буниң сәвәби немә?
америкиниң кордларни қоллаштин тохтиши чоң җәһәттин елип ейтқанда трамп иҗра қилип келиватқан “америкиниң артуқ йүкләрни ташливитиш, дуняниң сақчилиқини қилиштин тохташ, иттипақдашлири үчүн бикарға қурбанлиқ бәрмәслик, вә өйигә қайитиш, ғәрбий йерим шарға қайтиш….” қатарлиқ һәрхил шәкилдә атиғили болидиған чоң истратигийсиниң бир парчисидур. буни трамп тохтимай дәп йүрийдиған “американи қайтин күчлүк қилиш ” (MAGA) сиясити дәп қаршқиму болиду. “иммануел кант вә доналд трамп” намлиқ язмимизда тилға алғандәк, америка һәммә йәрдә дуняниң ишлириға қол тиқип әмәлий күчи йәтмәйдиған дәриҗидә кеңийип кәткәнликини тонуп йәтти. буни һәргиз бу йил трамп тонуп йәткән нәрсә әмәс бәлки обаманиң ахирқи йиллири бундақ қараш шәкиллинишкә башлиған. 2016- йили трамп кәлгәндин башлап һәркәткә өтүшкә башлиди вә бу қетим трамп қайта сайланғанда көзгә көринәрлик дәриҗидә кәскин шәкилдә “дуняниң ишлиридин қол үзүшкә ” башлиди.
җон мершеймер ейтқандәк, 2001- йили башланған либрал дуня тәртиви тикләш истратигийси америкиға пайда елип кәлмиди. әксичә америкиниң күчиниң хорап кетиши вә рәқиблириниң болупму хитай вә русийәниң күчийип кетишини кәлтүрүп чиқарди. дуняниң һәммә йеридә һәрбий һәркәт вә сиясий өзгиршләр пиланлаш вә елип бериш ғәрб қиммәт қарашлирини йейиш, езилгүчи хәлқләргә әркинлик вә димкратийә елип келиш қатарлиқ бир қатар иҗаби өзгиришләрни елип кәлгән билән,америкиниң күчи, иқтисади вә зиһниниң хоришини, имажиниң начарлишишини кәлтүрүп чиқармақта. бу қарашларниң қанчлик тоғра, қанчилик натоғра икәнлики һәққидә йәнә узун талаш-тартиш қилғили болиду. әмма америкида һәқиқәтән мошундақ ойлайдиған сиясәтчиләр бар вә тирамп буларниң әң бешида келидиғанлиридин бири. шуңа бу мәсилидә әң кәскин вә “йүзсизләрчә” сиясәт йүргүзди вә йүргүзүп кәлмәктә.
нурғун кишиләр һазир америкиниң кордлардин йүз өригәнликидин ибарәт бир мәсилигила мәркәзлишивалғанлиқи үчүн бу қарарни туюқсиз, һәйран қаларлиқ вә йүзсизләрчә қарар дәп қарайду. әмма америкиниң 2016-йилидин һәтта даишқа қарши уруш башланған 2014-йиллардин буянқи сияситигә қарайдиған болсақ бу бәк һәйран қаларлиқ әмәс. мәсилән;
америка бурун бундақ урушларға баш болуп кирәтти. әмма даишқа қарши урушқа бивастә әмәс бәлки кордларни қоралландуруш арқилиқ дахил болди. нәтиҗидә русийә, иран вә түркийә бәкрәк актип болди.
униңдин кейин афғанстандин чекинип чиқти. буму охшаш сиясәтниң бир парчиси вә һазир афғанистанни әйвәшкә кәлтүрүш америкиниң әмәс бәлки әң башта хитайниң униңдин қалса өзбекистан қатарлиқ түрк дөләтлри тәшкилатиниң мәсилиси болуп қалди.
окраийнада немә боливатқанлиқини һәммимиз көрүп келиватимиз. байдин һөкүмити вақтида қоллаш болди вә трамп кәлгәндин кийн мәсилидә түптин өзгириш болди. трамп окраийнаға очуқ қилип “зиминиңдин ваз кәч вә урушни тохтат” дәватиду.
мана буларни ойлиған вақтимизда кордлардин ваз кичишниң бәк һәйран қаларлиқ қарар әмәсликини байқаймиз. америка кордларға һәқиқәтән көп мәбләғ салди, әмма йәнә давамлиқ қоллаш биринчидин америкиниң “артуқ йүкләрни ташлап ғәрбий йерим шарға қайтиш” истратигисигә мас кәлмәйду, иккинчидин, том барак дегәндәк ” даиш йоқалди, вә кордлар билән иттипақлиқиниң әмәлий әһмийити йоқалди.” әгәр исраилийәниң кордлар һәққидә башқа бир пилани болуп америкиға бесим қилмиған тәқдирдә америка кордлар мәсилисини мошундақ “ташливитиш” арқилиқ һәл қилиду. кордлар халиса сүрийәдә қелип вәдә қилинған һоқуқлардин бәһриман болуп яшайду, халиса ираққа қайтип барзанийға әл болиду.
бәзи кишиләр,болупму кордларни қоллиғучилар бәлким “америка немә үчүн кордларни 10 нәччә йилдин бери контрол қилип келиватқан сүрийәниң шәрқий – шималида мустәққил һакимийәт яки һәқиқий аптонум район қурушиға ярдәм қилмайду?” дәп ойлиши һәтта кордларниң 100 миң әтрапидики җәң тәҗрибиси көргән җәңчилири вә хил қораллирини көрситип туруп америка арқида туруп бәрсила уларниң әһмәд шараниң күчлири билән урушалайдиғанлиқини сөзлиши мумкин. әмма буһәқтә йәнә мундақ бир нәччә түрлүк мәсилә бар;
шара башчилиқдики йеңи сүрийә армийси үчүн һәрқандақ урушқа кириш пайдисиз болсиму улар вақти кәлсә кордлар билән уруш қилшини таллишиниң һитималлиқи бәк юқири вә бундақ болғанда сүрийә йәнә қайтидин чоң уруш қайнимиға кирип қалиду вә даиш вә униңға охшаш терор тәшкилатлири қайтидин баш көтүрүп чиқиду. шундақла раюнда йәнә иран вә русийәниң тәсир күчи ешип кетиши мумкин.
әң һалқилиқ болғини түркийәниң кордларниң мустәққил вә аптонумийә һалитидә өзи билән қошна болуп турушиға кәскин бир шәкилдә йол қоймаслиқидур. трамп ” сүрийәдә ғәлбә қилған тәрәп түркийә”, ” бу мәсилини әрдоғандин сораңлар” дегәндәк түркийәниң сүрийәдики тәсир күчи зор. қолида әһмәд шарани илғар қораллар билән қоллаш, бивастә әскәр чиқириш, иран вә ирақ билән биргә һоҗум қилиш қатарлиқ көп хил таллаш бар. йәнә келип иран вә ирақму кордларниң мустәққил болишиға қарши. бундақ әһвалда кордларни давамлиқ қоллаш америка вә исраилийә билән түркийә, сүрийә, иран, ирақ қатарлиқ дөләтләр оттурсида йеңи бир урушниң башлиниши кәлтүрүп чиқириду. бу уруш узунға созулуп китиду вә ахирида зиян тартидиған тәрәп кордлар билән исраилийә болиду. шуңа буму ақланә истратигийә болалмайду.
кордларниң өзи сүрийәниң шәрқий шималида қанунлуқ бир күч болуш- болалмаслиқ мәсилиси. истастикларға асасланғанда кордлар гәрчә бу раюнда әң күчлүк қораллиқ тәшкилат болсиму әмма әң көп етник гуруп әмәс. әрәбләр йәнила әң көп хәлқ болуп бу аз сандики гурупниң көп сандики гурупни идарә қилишини кәлтүрүп чиқириду вә һакимийәт турақсиз болиду, шундақла милли өчмәнлик келип чиқиду. 10 нәччә йиллиқ уруш аллибурун бу милли адавәт урқини чечип болғандәк көрүнмәктә. иқтисадшунас (The Economist) журнилиниң кордлар һәққидики хәвиригә қариғанда корд қораллиқ күчлириниң даишқа қарши елип барған һәрбий һәрикәтлири хәлқарада алқишқа еришкән болсиму, әмма униң әрәбләр мутләқ көп санлиқни игиләйдиған районларни башқурушқа урунуши сиясий җәһәттә сиҗил болмиған. кордлар тәрипидин даиштин азад қилинған, әмма сүнний қәбилиләр зич олтурақлашқан раққаға охшаш шәһәрләр хәлқ SDF ниң һөкүмранлиқидин нарази болған. йеқинқи йилларда кордларму барғансери мустәбитлишишкә башлиған болуп, сүрийәниң йеңи президенти әһмәд шарани қоллаш яки сүрийә инқилабиниң байриқини көтүрүп чиқиш қолға елинишқа сәвәб болған иди.
шуңа том баракниң тивитр баянати “қипқизил йүзсизлик” вә ” асийлиқ” болсиму америкиниң чоң сиясити вә раюнниң һазирқи сиясий вәзийитигә асасланғанда әң риалист таллаш болуши мумкин. кордлар үчүн әң яхши таллаш һәқиқәтән баравәр вәтәндаш болуп, сүрийәниң сиясий системисиға қатнишиш вә корд тил йезиқи вә мәдәнийтини тәрәққий қилидуруш һоқуқини елип корд миллй кимликини сақлап қелиш болуши мумкин. америка бу җәһәттә сүрийә һөкүмити билән изчил сөһбәтлишип кордларниң бу һәқлиригә капаләтлик қилиши керәк. бу сиясәт шара һакимийти үчүнму пайдилиқ.
йәнә бир муһим мәсилә, кордларниңму амеркиниң бу қараридин һәйран қалғанлиқи вә ғәзәпләнгәнликидур. мәсилән SDF қомандани мәзлум абди америкиниң илгирики вәдилиридин янғанлиқиға қаттиқ ғәзәпләнгән. уларниң ғәзәплиниши тоғра, әмма корд сиясәтчиләр бәк һәйран қалмаслиқи керәк, шундақла һәйран қалмиған болуши мумкин. чүнки бу америкиниң кордларни тунҗи қетим ташливитиши әмәс, һәм трампниң уларни ташливитиш нийтиниң барлиқи улар үчүн сир әмәс.
трамп өзиниң тунҗи президентлиқ дәвридила SDF дин ваз кечиш нийитиниң барлиқини икки қетим көрсәткән. 2018-йили декабирда, даишниң мәғлуп болғанлиқини җакарлиғандин кейин, у сүрийәниң шәрқидә турушлуқ 2000 дин артуқ америка әскирини чекиндүрүп, SDF ни өз тәқдиригә ташлап қоймақчи болған, әмма шу чағдики дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җон болтон уни бу пикридин яндурған иди.
2019-йили өктәбирдә, трамп йәнә бир қетим 1000 әтрапида әскәрни чекиндүрүшкә буйруқ бәрди. бу дәл түркийәниң америка күчлири тәрипидин қоғдалмайдиған тәл абяд әтрапидики SDF нуқтилириға һуҗум қилған пәйтигә тоғра кәлди. шу чағда пентагон (америка дөләт мудапиә министирлиқи) трампни йәнә бир қетим бу қараридин яндурған; чүнки пентагон SDF ни пүтүнләй ташлап қоюшниң русийә вә униң иттипақдиши бәшар әсәдниң күчини ашуруветишидин әнсирәйтти.
шундақтиму трампниң сиясий хаһиши өзгәрмигән. у сүрийәдики қалған америка әскәрлириниму елип кетишни изчил тәшәббус қилип кәлди. том барракму буни тәкитләп: “америкиниң сүрийәдә узун муддәтлик һәрбий мәвҗутлуқта мәнпәәти йоқ” деди. бүгүнки вәзийәт 2018 вә 2019-йиллиридикидин түптин пәрқлиниду. дөләт ичидики нопузини техиму мустәһкәмливалған трампқа нисбәтән, әмди нә пентагон, нә униң дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчилири илгирикидәк қарши чиқалмайдиған болуп көрүнмәктә.
әсәд кәтти, русийә гәрчә сүрийәдә йәнила базилирини сақлап қалған болсиму, әмма тәсири аҗизлиди; бу болса SDF ни ташлап қоюшниң америкиниң риқабәтчилиригә пайда елип келиши һәққидики әнсизликләрни азайтти. ахирида, әһмәд шараниң сүрийәдә даишқа қарши вашингтонниң асаслиқ шерики болуш тәклипи, SDF билән давамлиқ һәмкарлишиштин көп җәлпкар түс алди. чүнки шара хәлқарада етирап қилинған дөләт рәһбири, SDF болса америкиниң муһим иттипақдиши болған түркийә тәрипидин “терорлуқ тәшкилати” дәп бекитилгән ғәйрий дөләт күчидур.
вашингтонниң бәзи тәнқидләргә дуч келиш еһтималлиқи бар, чүнки өз иттипақдашлирини ташлап қоюш яхши инавәт елип кәлмәйду. бирақ, трампниң бундақ ойлинишлар билән анчә кари йоқ.
сүрийә кордлирини ташливитиш һәргизму тунҗи вәқә әмәс, бәлки америкиниң кордларға қилған узун йиллиқ ташливитиш тарихиниң әң йеңи бир көрүнүшидур. 1991-йили, ирақ кордлири (вә ирақ шиәлири) әйни вақиттики америка президенти җорҗ бошниң риғбәтләндүрүши билән садам һүсәйингә қарши қозғалғанда, гәрчә кейинрәк ғәрбниң қоғдиши астида бир корд аптоном райони қурулған болсиму вашингтон улар күткән һәрбий ярдәмни бәрмиди. нәтиҗидә бағдад нурғун қозғилаңчиларни бастурған. 2017- йили, әрбилниң рәсмий болмиған мустәқиллиқ реферандумидин кейин бағдад һөкүмити кәркүкни қайтурувалғанда, трамп ирақ корд иттипақдашлириға һечқандақ ярдәм бәрмигән.
йәни мәсилини йиғинчақлиғанда, кордларниң җуғрапийлик орни улар интилип келиватқан мустәққил нишани алдидики чоң тосалғуларниң бири болуп кәлгән. буниңдин башқа чоң дөләтләр болсун вә яки башқа һәр қандақ сиясий һакимийәт болсун өзиниң дөләт мәнпәтини 1- орунға қойиду. йүз-аброй, достлуқ , вәдә вә иттипақдашлиқ қатарлиқ уқумлар бу мәнпәтни ишқа ашуруш вастиллириниң һәрхил атилиши халас. кордларниң арзуси американиң бүйүк истратигйиси вә түркийәниң дөләт бихәтәрлик сияситигә мас кәлмиди. йәнә келип кордлар хата вақитта( 2026- йили ) хата йәрдә (өзи аз санлиқ болған сүрийәниң шәрқий – шималида) болуп қалди. кордларниң һазир көриватқини бир милләтниң мустәқиллиқ мәсилисиниң өзидин башқа йәнә нурғун дөләтләрниң мәнпәти билән мунасивәтлик болған мурәккәп вә зил җәрян икәнликини толиму ярқин көрситип бериду.
әң ахирида сүрийәдики уйғурлар сүрийә толуқ бирликкә кәлгәндин кейин қандақ мәсилләргә дуч келиду, яхши ойлиниши керәк. гәрчә кордларни бойсундуруш уйғурларниң иттипақдиши, мундақчә қилип ейтқанда дөлити вә рәһбириниң ғәлбиси болсиму, истратигийә ноқтисдин елип ейтқанда, уйғурларниң йеңи һөкүмәт үчүн муһимлиқини төвәнлитиду. худди том барак ” әмди кордлар билән иттипақлиишишиниң әһмийити қалмиди” дегәндәк, әһмәд шара үчүнму уйғурларниң муһимлиқи бурунқидәк бәк гәвдилик болуп кәтмәслики мумкин. чүнки кордларға охшаш һөкүмәткә қарши бир күч мәвҗут болғанда андин уйғурларға охшаш бир күчикә иһтияҗ болиду. пат – йеқинда кордлар толуқ тәслим болғанда дөләтниң диққәт мәркизи чики сиясәткә йүзлиниду. бу вақитта шара уйғурлар һәққидә қандақ қарар алиду? бәлким яхши қарар елиши мумкин. навада башқичә қарар алсичу? шуңа сүрийә уйғурлириниң ениқ бир истратигийси болуши вә дөләт билән болған мунасивәтни бу истратигийә әтрапида һәл қилиши лазим.
