мәвлан тәңриқут
2025-12-06
аптор ли зуңву (李宗吾) һәққидә
ли зуңву 1879-йили 2-айниң 3-күни сичүән өлкиси фушүн наһийәсийдә туғулуп 1943-йили 9-айниң 28-күни 64 йешида өлгән. хитайчә мәнбәләрдә у хитай йеқинқи вә һазирқи заман мутәпәккури вә маарипчиси дәп аталған.ли зуңву 1903-йили сичүәндә алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидә, туңмеңхуй җәмийитигә қатнашқан. у оқутқучи, мәктәп мудири болуп ишлигән вә сичүән өлкилик маарип назаритиниң маарип назарәтчиси қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.
ли зуңву туғулғанда бу исми билән аталмиған; у яшлиқида шикәй (世楷) дәп аталған болуп, ләқими зуңру (宗儒) иди. бу исим униң дәсләптә өзи үчүн руҗиячилиқни йәни куңзичилиқини үлгә қилиш нийитини билдүрәтти. бирақ, чеңдуда оқуватқан мәзгилидә, куңзи тәлиматида нурғун кәмчиликләр барлиқини тонуп йәткән. нәтиҗидә, у куңзиға қариғуларчә әгишишниң орниға, өзини-өзи үлгә қилиш (йәни өзигә ишиниш) әқилгә мувапиқ дегән хуласигә кәлгән вә исмини “зуңву”(宗吾) йәни” өзигә әгишиш/өзини устаз тутуш” қа өзгәрткән.шуниңдин башлап у ” қәдимкиләрниң китабини оқуғанда чоқум гуман билән қараш, тарих вә җәмийәткә мустәқил идийәви роһ билән нәзәр селиш” керәк дегән идийәгә кәлгән. у “зуңву” дегән исимниң өзиниң идийә мустәқиллиқи байриқи икәнликини очуқ оттуриға қойған. бу идийәви мустәқиллиқ униң тарих вә җәмийәткә тәрәпсиз, гуманий вә тәнқидий нәзәрдә қаришиға сәвәб болған. мушу хил тәпәккур усули арқилиқ у “йигирмә төт тарих” вә суң, йүән, миң, чиң сулалиси алимлириниң әсәрлиридики кәмчиликләр һәм зиддийәтләрни байқиған.
өзигә болған қараш вә услуб
ли зуңву өзини пәқәт бир язғучила әмәс, бәлки йеңи бир идийә тәриқитиниң (家 school) асасчиси дәп қарап, өзини “қилин-қара тәриқитиниң пири”(厚黑教主) дәп атиған. гәрчә у “қилин-қара” (йүз қелинлиқ вә көңли қарилиқ) принсиплирини тәшәббус қилған болсиму, йеқин бир дости ли зуңвуниң әмәлийәттә шәхсән “нә йүзи қелин, нә көңли қара әмәсликини” тәкитлигән. униң йезиш услубида кишини һәйран қалдуридиған яки юмуристик риторика арқилиқ чоңқур мәниләр ипадиләнгән. бәзи тәнқидчиләр униңға “сараң” дәп баһа бәргән болсиму, у өзиниң чоңқур мәдәнийәт тәнқидчилики билән шуғуллиниватқанлиқини ейтқан вә өзини конирап кәткән мутәссип қарашларға җәң елан қилған тарихий шәхсләргә охшатқан. ли зуңву хитай мәдәнийтигә тутқан бу хил позитсийәси билән ” қелин вә қарилиқ тәлимати”黑厚学 намлиқ китабни йезип чиққан.
китабниң мәзмунидин хуласә
“қилин-қара нәзәрийәси” тарих вә инсан тәбиитигә тәнқиди \ гуманий нәзәрдә қарашни асас қилған әсәр болуп хитай җәмийтидә күчлүк муназирә қозғиған бир пәлсәпә системиси сүпитидә оттуриға чиққан. аптур китабтики байқашлирини, йәни “қилин-қара нәзәрийәси” ни тарихий мувәппәқийәт, инсан писхологийәси вә миллий истратегийәни бәлгиләйдиған түп механизм дәп қариған.
қилин-қара нәзәрийәсиниң җәвһири аддий болуп хитайниң “йигирмә төт тарих ” (二十四史) тики қәһриманлар вә бүйүк рәзил шәхсләрниң мувәппәқийити пәқәт “қелинлиқ” (厚) йәни йүзи қелин, нумуссиз болуш вә “қарилиқ” (黑) йәни көңли қара, рәһимсиз болушни игиләшкә бағлиқ дәп қариған. бу йәрдики икки ядролуқ уқум “қара” вә “қелин” болуп, конкирит мәнаси төвәндикичә:
қелинлиқ (厚) : китабқа асасән қелинлиқниң ядроси номусқа чидаш, һақарәтни ичигә ютивитиш вә чидамчан болуш иқтидарини көрситиду. бу ички тизгинләшни тәләп қилиду, йәни өзиниң һессият һалитини бесивелишта ипадилиниду. қелинлиқта чекигә йәткәндә, хушаллиқ, ғәзәп, қайғу вә шадлиқниң һечқайсиси йүзгә чиқирилмайду. бундақ қелинлиқ арлашқан чоңқур сәврчанлиқниң мәқсити — ташқи күчләр, һақарәтләр яки иғвагәрчиликләрниң әҗәллик зәрбә беришиниң алдини елиш, шу арқилиқ мувәппәқийәт йолини сақлап қелиштур. шяң йү дәл мушундақ қелинлиқ кәмчил болғанлиқи, һақарәткә чидимиғанлиқи үчүн любаңға мәғлуп болған.
ли зуңву қелинлиқни игиләшни маһарәт җәһәттин үч рошән дәриҗигә айриған:
дәсләпки басқуч: йүзи шәһәр сепилдәк қелин (厚如城墙) дәп тәсвирлинидиған болуп, бирақ бу дәсләпки басқуч йитәрлик болмайду , чүнки сепилни зәмбирәк билән өривәткили болиду.
оттура басқуч: “қелин һәм қаттиқ” (厚而硬) дәп атилиду. бу дәриҗигә йәткән киши сиртқи зәрбиләргә қарита чоңқур чидамчанлиққа игә болиду. лю бей бу басқучниң тарихий үлгиси сүпитидә көрситилгән болуп, у шуқәдәр чидамлиқ идики, һәтта “тәңдашсиз қара” сав савму уни йеңәлмигән.
алий басқуч: бу “шәкилсиз қелинлиқ” (厚而无形) болуп , бу сәвийәгә йәткә кишиниң маһарити шуқәдәр камаләткә йәткән болидуки, у сирттин қаримаққа адәттики адәмдәк көриниду. замандашлири вә кейинки әвладлар униңда қилин-қара аламәтлири йоқ дәп қарайду. бу алий камаләт қәдимки замандики хитайниң бүйүк әвлия вә данишмәнләргә мәнсуптур. қелинлиқниң пәлсәпәви асаси куңзи тәлиматиниң муһапизикар яки пассип тәрипи (儒家的消极面) билән шундақла лавзиниң “тинч вә һәркәтсиз” (清静无为) вә судәк юмшақ (柔弱) болуш пәлсәпәси билән мунасивәтликтур.
қарилиқ (黑) : бу пиринсип рәһимсиз болуш вә қилчә иккиләнмәстин һәрикәт қилишни көрситидиған болуп , бу башқиларға рәһмсиз болуш билән баравәр.қарилиқ кишидин болупму сиясий һәрикәтләрдә әнәниви әхлақни чөрүп ташлашни, қатилға охшаш рәһимсиз, кәскин һәрикәт қилишни тәләп қилиду. мәқсәткә йетиш үчүн, башқиларниң зиянға учришиға қаримай, һәтта башқиларни “бала-чақилирини сетишқа, җенидин айрилип аилиси вәйран болушқа” (卖儿贴妇,亡身灭家) мәҗбур қилиш бәдилигә болсиму һәрикәт қилишни көрситиду. муһим нуқта шуки, әгәр һоқуқ яки абройни сақлап қалимән дәйдикән, қарилиқни шу пети ялиңач һалда қоллинишқа болмайду. рәһимсизлик чоқум ниқаблиниши керәк: “рәһимсизлик” ниң үстигә чоқум “бир қәвәт меһрибанлиқ, һәққанийәт вә әхлақ” (仁义道德) йепинчиси йепилиши керәк.
қарилиқниң басқучлири
дәсләпки басқуч :” йүрики көмүрдәк қара” (黑如煤炭) дәп тәсвирлиниду. әмма бу сәвийә йетәрлик әмәс, чүнки көмүрниң “рәңги кишини бизар қилиду ” (颜色可憎) вә кишиләрни өзидин қачуриду.
оттура басқуч: бу басқуч “қара һәм парқирақ” (黑而亮) дәп атилиду. бу техиму юқири, техиму үнүмлүк басқуч болуп, сав сав буниңға мисал болалайду. гәрчә у қара көңүллүки билән нами чиққан болсиму, униң сиясий байриқи “парқирақ иди” ; йәни у ихтисаслиқларни җәлп қилалайти,вә бу арқилиқ өзиниң қараңғу қилмишлирини мувәппәқийәтлик һалда сиясий күчкә айландурди.
алий басқуч : бу “рәңсиз қара” (黑而无色) дәп атилидиған басқуч болуп,сирттин қариғандики рәңсиз һалити, әсли маһийәттики қарилиқини йошуруп туриду. бу басқучқа хитайниң қәдимки бүйүк әвлия вә устазларлири йәткән. қарилиқниң пәлсәпәви асаси фаҗия 法家 (қанунчилар) тәлиматиниң муһапизикар яки пассип тәрипи (法家的消极面) билән мунасивәтликтур.
“қелин-қара тәлимати” аптор тәрипидин һаяттики давалғушлар ичидә пурсәтни чиң тутуш вә ғәлибә қилиш үчүн зөрүр болған бир хил данишмәнлик дәп тәсвирләнгән шундақла пүткүл хитай тарихини ” қилин вә қара, вәссалам ” (厚黑而已) шәклидә мушу икки сөз билән йәккүнлигән.
қелинлиқ билән қарилиқниң бирлики
ли зуңву қелинлиқ билән қарилиқниң айрим-айрим нәрсә әмәсликини, бәлки бир пүтүн принсипниң икки тәрипи икәнликини вә уларниң бир-биригә айлиналайдиғанлиқини тәкитлигән. униң ейтишичә, қелинлиқ — “дуняниң асаси маһийити” (天下之大本也) қарилиқ болса “дуняниң чоң йоли” ( 天下之达道也) .
улар маһийәттә ” чидамчанлиқ/сәврчанлиқ” (忍) принсипи арқилиқ бирликкә келиду:
қелинлиқ — өзигә болған сәврчанлиқ (忍于己): шәхсий қийинчилиқ, номус вә һақарәткә чидаш.
қарилиқ — башқиларға болған қаттиқ қоллуқ (忍于人): рәһимсизләрчә һәрикәт қоллиниш.
қелин-қара принсиплири камаләткә йәткәндә, мундақ бир һаләт шәкиллиниду: ” дуня униңдин һейқиду, җин-шәйтанларму униңдин қорқиду” (致厚黑,天地畏焉,鬼神惧焉). мана бу сәвийәгә йәткәндә , қелин вә қарилиқ сиясий вә дуняви мувәппәқийәтниң һәл қилғуч ачқучиға айлиниду.
физикидики пәлсәпәви асас
ли зуңву “писхикилиқ өзгиришләр физика қанунийәтлиригә бойсуниду” (心理依力学规律而变化) дегән аксиомини (испат тәләп қилмайдиған һәқиқәтни) оттуриға қоюш арқилиқ, бу әхлақий тәлиматни пухта асасқа игә қилишқа урунған. қелинлиқ вә қарилиқ һадисилири пәқәт тартишиш вә иттиришиш күчи яки мәркәзгә интилиш вә мәркәздин қечиш күчи қатарлиқ физика қанунийәтлиригә мас келидиған инсанларниң һәрикитини көзитиштур. униң қаришичә, худди барлиқ физикилиқ һадисиләр (мәсилән, суниң еқиши) физика қанунийитигә бойсунғандәк, инсанларниң барлиқ һәрикитиниң мәнбәси болған ” шәхсийәтчилик ” (私) йәни ” туғма өзини қоғдаш туйғуси” му (инсанлардики) қелинлиқ вә қарилиқниң түп һәрикәтләндүргүчи күчидур. ли зуңву бу “шәхсийәтчилик” күчни аләмлик тартишиш күчигә охшатқан.
худди аләмлик тартишиш күчини йоқатса йәр шари парчилинип кәткинидәк, “шәхсийәт” туйғусини йоқитиш инсанийәт вә дуняниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқириду. инсанийәт вә мәдәнийәтниң мәвҗутлуқиниң өзи мушу күчкә бағлиқ. бу “мән” лик күчи түп вә муқәррәр болғачқа, әнәниви суң куңзичилири ” (理学家) ниң шәхсийәтни йоқитиш ” (去私) урунушлири худди тартишиш күчини йоқитишқа урунғанға охшаш мәғлубийәткә мәһкум болған. уларниң тиришчанлиқи йәр шариниң мәркәзгә интилиш күчини йоқитишқа урунғанға охшитилған. бу шәхсий, өзини мәркәз қилған күч инсанларниң тоқунуши вә һәмкарлиқиниң мәнбәси болғачқа, уни туғма яхши яки яман дәп түргә айришқа болмайду. шуңа, қелинлиқ вә қарилиқни чүшиниш вә қоллиниш — әхлақсизларчә елип берилған таллаш әмәс, бәлки инсан тәбиитини башқуруп туридиған тәбиий қанунийәтни етирап қилиштур. қилин-қара тактикисиниң шәхсий мәнпәәт (私利) яки аммиви мәнпәәт (公利) үчүн ишлитилиши һәрикәтниң әхлақийлиқини бәлгиләйду, қоралниң тәбиитини әмәс.
хитай тарихидики ” қара-қелин” лиқиниң мисаллири
ли зуңву хитай тарихидики тарихй шәхисләрни уларниң ” қара-қелин” пиринсиплирини қоллиниш маһарәтлиригә асасән анализ қилған. чүнки униң қаришичә, пүткүл хитай тарихи, болупму “йигирмә төт тарих” ни ” йүзи қелин, биһая болуш вә көңли қара, рәһимсиз болуш” қа йиғинчақлашқа болиду. қәһриманлар вә катта рәзилл шәхсләрниң мувәппәқийити уларниң бир-бирини толуқлайдиған бу икки хил маһарәтни қанчилик дәриҗидә игилигәнлики билән оң танасиптур. давалғуш ичидики үч падишаһлиқ дәври вә хән сулалисиниң қурулуши ли зуңвуни шундақ типик мисаллар билән тәминлигәнки, бу арқилиқ қелин-қара принсиплирини мукәммәл иҗра қилишниң қандақ қилип ахирқи ғәлибигә йетәкләйдиғанлиқи, әксичә һәр қандақ бир тәрәптики йетәрсизликниң қандақ қилип мәғлубийәткә елип келидиғанлиқи испатланған.
сав сав: қарилиқниң юқири пәллиси
сав сав үч падишаһлиқ дәвридики әң көзгә көрүнгән қәһриман дәп тәриплиниду, униң алаһидилики қарилиқни (心黑) пәвқуладдә дәриҗидә игилигәнликидур. бу сүпәт униң рәһимсиз пәлсәписи вә һеч иккиләнмәстин кишини чөчүтидиған вәһшийликләрни қилалайдиған ирадисидә намаян болиду. сав савниң һәммигә тонушлуқ болған “мән башқиларға тузкорлуқ қилсам қилимәнки, башқиларниң маңа тузкорлуқ қилишиға йол қоймаймән” (宁我负人,勿人负我) дегән сөзи униң қара йүрәклик һаят пәлсәписини толуқ әкис әттүриду.
тарихи мәнбәләрдә униң пәвқуладдә рәһимсизликигә аит конкрет мисаллар баян қилинған болуп, у өз йолини тосқан яки өзидә гуман қозғиған кишиләрни, җүмлидин өзини уруштин қечип маңғанда катта миһман қилған лү бошени хата гуман билән пүтүн аилисини қошуп өлтүрвәткән вә хаталиқини билгәндин кийн қилчә пушайман һис қилмиған. йәнә куң руң вә яң шюларни өлтүргән. униң қилмишлири һәтта өзиниң аилиси вә сиясий чәмбирикигичә кеңәйгән болуп, дуң чең, фу вән вә кейинчә ханиш билән шаһзадиләрниму өлүм җазасиға һөкүм қилған. бу қилмишлар шуни көрситип беридуки, униң йүрики шуқәдәр әймиништин халий идики, қарилиқниң әң юқири пәллисигә йәткән. гәрчә сав савниң һәрикәтлири униң чоңқур рәһимсизликни намаян қилған болсиму, униң қарилиқни “қилин-қара” маһаритиниң иккинчи сәвийәси — “қара һәм парқирақ” (黑而亮) болуш сәвийәсигә йитәлигән. гәрчә у қара нийәтлики билән нам чиқарған болсиму , қабилийәтлик кишиләрни әтиварлап ишләткән (парқирақ тәрипи). бу униңға оттура түзләңликтики ихтисаслиқ данишмән вә қәһриманларни өз байриқи астиға җәлп қилиш имканийитини бәргән. униң рәзил адәм дегән нами садақәтмәнликни қозғаш вә ихтисаслиқларни җәлп қилиш иқтидари арқилиқ өзгәртилип, хитайниң шималиға һөкүмранлиқ қилишиға йол ачқан.
лю бей: қелинлиқниң чоққиси
сав савниң қарилиқиға селиштурғанда, лю бей йүзи қелинлиқ (脸厚) җәһәттә алаһидә болуп, изчил түрдә биһая болуш вә кишиләрниң һис туйғулирини сүмүрүш тактикилирида камаләткә йәткән. униң қелинлиқи тохтимай күчлүк һамийларға тайиниш, башқиларниң қол астида турушни халап қобул қилиш , буниңдин қилчиму номус қилмаслиқта ипадиләнгән. униң һаят мусаписи үзлүксиз қечиш вә башқиларға йөлиниш билән өткән болуп, илгири-кейин болуп сав сав, лү бу, лю бяв, сүн чүән вә йүән шавларға йөләнгән.
лю бейниң қелинлиқи тәрипидин һәрикәтләндүрүлгән асаслиқ қорали — һес-туйғулирини ипадиләш маһарити иди. у йиғлашқа бәкму уста болуп , бу қорални истратегийәлик һалда өз сәркәрдилири вә әскәрлириниң һесдашлиқини вә чоңқур меһир-муһәббитини қозғаш үчүн ишләткән, шу арқилиқ мәғлубийәтни мувәппәқийәткә айландурған. бу тактика шуқәдәр кәң қоллинилғанки, кишиләр униң һакемийитиниң улини “йиғлап туруп қуруп чиққан” (江山是哭出来的) дәп ейтишқан. униң қелинлиқта камаләткә йитиши һәтта “тәңдашсиз қара нийәт” сав савниму лю бейни йеңиштә пүтүнләй амалсиз қалдуруп қойған.
сүн чүән: тамамланмиған бирикиш
үч падишаһлиқниң үчинчи қәһримани сүн чүән һәм қелинлиқ һәм қарилиқ сүпәтлиригә игә болсиму, ахирида һәр икки түрдә толуқ камаләткә йетәлмигәнлики үчүн зиян тартқан. униң миҗәзидә сав савни әслитидиған қарилиқ бар иди, бу униң җиңҗуни туюқсиз игиливелиши вә нәтиҗидә гуән йүни өлүм җазасиға һөкүм қилишида көрүлиду. бирақ,униң нийити йитәрлик дәриҗидә қара болалмиған (黑不到底). чүнки у дәрһал лю бей билән тинчлиқ орнитишни тәләп қилған, шуңа униң қарилиқи сав савниңкидин сәл төвәнрәк болуп қалған.
шуниңға охшаш, сүн чүәндә йәнә лю бейға охшишип кетидиған қелинлиқму бар. болупму у сав савниң қол астидики беқинди болушқа қошулғанда шундақ болған. йәнила, худди қарилиқиға охшаш, униң қелинлиқиму “вайиға йитәлмигән” (厚不到底) . чүнки у узун өтмәйла сав сав һакимийитигә қарши исиян көтүргән, бу униң қелин миҗәзини лю бейниңкидин сәл төвән орунға чүшүрүп қойған. ли зуңву әйни вақиттики келип чиққан сиясий тәңпуңлуқ вә җаһанниң ахирида үчкә бөлүнүшини (天下三分) мушу тамамланмиған камаләткә бағлайду: сүн чүән нә әң қелин, нә әң қара;лиюбей қелинлиқта камаләткә йәткән билән қаранийәт болалмиған; сав сав болса қара нийәтликтә һәқ дадиға йәткән әмма қелинлиқта кәм қалған;нәтиҗидә буларниң һечбири йәнә бирини тәлтүкүс йеңәлмигән.
сима йи: қилин вә қарилиқниң мувапиқийәтлик берикими
җин сулалисиниң қурғучиси сима йи сав сав вә лю бейдин кейин қилин-қара нәзәрийәсиниң бүйүк нәтиҗилирини йиғинчақлиған шәхс дәп қаралған. у үч падишаһлиқ дәвридики икки қурғучи шәхсниң артуқчилиқлирини мувәппәқийәтлик бирләштүрүп, ахирида дөләтниң өз җәмәти астида бирликкә келишигә капаләтлик қилған.
сима йиниң қарилиқни игилиши униң һакимийәт бешидики сав җәмәтигә қаратқан алдамчилиқ һәрикәтлиридә көрүлгән. у тул қалған ханиш вә йетим қалған яш императорни мувәппәқийәтлик алдап, сав савниң қара йүрики билән һәрикәт қилған. униң қелинлиқи җуге ляңға қарши елип барған һәрбий йүрүшидә әң гәвдилик һалда намаян болған. җуге ляң сима йиниң қорқунчақлиқини мәсхирә қилиш үчүн униңға аялларниң кийими вә бәлбеғини әвәтип уруш қилишқа қистиғанда, сима йи һақарәтни ютуветип, номусқа чидап туруп аял кишиниң кийимини кәйгән вә уруш қилишни рәт қилған. ли зуңву бу хил пәвқуладдә сәврчанлиқни һәтта лю бейниңкидинму үстүн туридиған қелинлиқ дәп қариған. һақарәткә чидаш (қелинлиқ) вә аҗизларни алдаш (қарилиқ) тин ибарәт бу бирикмә униң җуге ляңни мәғлуп қилишиға вә сима җәмәтиниң ахирқи ғәлибисини қолға кәлтүрүшигә имканийәт бәргән болуп, бу әң ахирқи сиясий нәтиҗиниң қилин-қара принсиплирини изчил қоллиниш арқилиқ бәлгилинидиғанлиқини дәлиллигән.
шяң йү: қилин-қара тәлиматини билмигәнлики үчүн мәғлуп болған қәһриман
күчлүк вә рәһмсз чин сулалсини йәр билән йәксан қилған палван шяң йү кишни қайил қилидиған җәңгиварлиққа вә дуняни зилзилигә салидиған җасарәткә (拔山盖世之雄) игә шәхс болсиму, қилин-қара принсиплирини түптин чүшинәлмигәнлики үчүн һалак болған. аптур ли зуңву униң лиюбаңға паҗиәлик йеңилишиниң сәвәбини хән шинниң мәшһур баһаси билән ипадиләйду: униңда “аялларчә рәһимдиллик” (妇人之仁) вә “һисиятчан қәһриманлиқ” (匹夫之勇) бар.
“аялларчә рәһимдиллик” униң йүрикиниң йетәрлик дәриҗидә қара әмәсликини билдүриду, чүнки униң көңлидә у қиялмиған нурғун ишлар бар иди. шияңйүдики бу һалакәтлик иккилиниш һәммидин бәк хоңмен зияпитидә намаян болған болуп, у лю баңни тамамән йоқитиш пурситини қолға чүшүргән болсиму уни қоюп бәргән. ” һисиятчан батурлуқ” болса униңдики қелинлиқниң мәғлубийитини көрситиду, йәни униңда һақарәткә чидайдиған чидамчанлиқ кәмчил иди. шяң йүниң ғурури униң һақарәткә чидишиға йол қоймиған болуп, бу униң йүзиниң йетәрлик қелин әмәсликини испатлайду. униңдин башқа, у лиюбаң билән болған җәңдики ахирқи мәғлубийитидә дәрядин өтүп қечишни рәт қилиду. у йеңилгән һаләттә өз вәтәндашлири ( җяңдуң хәлқи) билән йүз көрүшүшкә номус қилған вә ” виҗданим алдида хиҗилмән” дәп пәряд қилған. бу хил әнәниви шан-шәрәп вә номус қаришиға чиң есиливелиш униң мәғлубийитини муқәррәрләштүргән болуп, һәм қарилиқ һәм қелинлиқ кәмчил болған қәһриманларниң чоқум йиқилидиғанлиқини дәлиллигән.
лю баң (хән гавзу): қелин вә қара тәлиматиниң пишиваси
шяң йүгә рошән селиштурма болғини — лю баң (хән гавзу) қилин-қара тәлиматиниң алий пишиваси дәп мәдһийиләнгән. ли зуңву уни “тәңри әвәткән әвлия” (天纵之圣) дәп қариған. униң мувәппәқийити қелинлиқ вә қарилиқни қил сиғмайдиған дәриҗидә қолланғанлиқидин кәлгән болуп, бу униңға әнәниви әхлақни бузуп ташлаш , барлиқ әдәп-әхлақ, номус-һаяни бир чәткә қайрип қоюш имканийитини бәргән.
лю баңниң қелинлиқи униңға һақарәтни қобул қилиш вә қайтуруш иқтидарини бәргән. шяң йү уни биргә-бир елишишқа тәклип қилғанда лю баң аддийла күлүп туруп рәт қилған. чүнки у әләм маһаритидә шияң йүниң қолиға су қуюп берәлмәйти. шуңа у күч билән әмәс, әқил билән елишишни әвзәл көргән. бу хил һақарәткә чидаш иқтидари униң устази җаң ляң тәрипидин өгитилгән муһим дәрс болуп, җаң ляңму бу қелинлиқни көврүк үстидә бири бәргән китабтин өгәнгән.
униң қарилиқи өзиниң зорийишиға ярдәм қилған вә вәзирләрниң гипигә кирмәй хуңмин зияпитидә уни қойивәткән шияң йүгә асийлиқ қилишта;униң аилә мунасивитидики рәһимсиз қилмишлирида; вә хән сулалисини қурғандин кийн өзиниң сәпдашлирини рәһмисизләрчә тазлишида толуқ намаян болған. шяң йү тәһдит салғанда, лю баң өз дадисини қийма-тахта үстигә қоюшқа йол қойған, һәтта пишурулған гөшини тәң йейиш һәққидә чақчақ қилған. у йәнә чу (шяң йүниң қошуни) армийәсиниң һоҗумида қуйруқини хада қилип қечип маңғанда йүк-тақни йениклитиш үчүн өз балилири шявхуй вә лу йүәнни һарвидин иттирип чүшүрүвәткән. хән сулалиси қурулғандин кейин, униңға кичик кәнттә нәччә киши билән қозғилаң көтүргәндә әгәшкән сабиқ сәбдашлирини шундақла униңға җан тикип хизмәт қилип хитайни бирликкә кәлтүрүп бәргән нурғун төһпикар қурғучи шәхисләрни системилиқ тазилап, хән шин вә пең йүәләрни өлүм җазасиға һөкүм қилғанда, униң қарилиқи сиясий җәһәттә юқири пәллигә йәткән. у өз қилмишини “қушлар түгигәндә оқялар йиғивелиниду; тошқан өлгәндә ов ити пишуруп йейилиду” (鸟尽弓藏;兔死狗烹) дегән мақал билән ақлиған.
булардин сирит ли зуңву йәнә хитай тарихда өткән башқа нурғунлиған тарихи шәхисләрниң мувапиқийәт вә мәғлубийтини мана бу қара вә қелинлиқ тәлиматиниң пиринсиплири асасида анализ қилған. қиззиққучилар китабниң өзини тепип оқуп бақса болиду.
ли зуңвуниң ” қелин вә қарилиқ тәлимати” ни йезиш сәвәби
” қелин вә қарилиқ тәлимати” ниң келип чиқиши дәсләптә кинайилик илһамдин башланған болсиму, кейинчә обйектип тарихий һәқиқәтни издәшкә айлинип, ахирида мукәммәл бир пәлсәпә системисиға қарап тәрәққий қилған. ли зуңву бу уқумни тунҗи қетим хитайдики әнәниви тарихий баянлар билән сиясий вәқәләрниң әмәлий нәтиҗилири оттурисидики зиддийәтләрни ойлишиш җәрянида оттуриға қойған. у тарихий шәхсләрниң сиясий мувәппәқийәтлириниң, йәни гүллиниш вә һалакитиниң рәсмий тарихчилар вә данишмәнләр тәшәббус қилған әхлақий нәсиһәтләр билән зиддийәтлик икәнликини тонуп йәткән.
у хитай тарихини тәкшүрүш, тәһилил вә тәпәккур қилиш арқилиқ, тарихий қәһриманлар вә рәзил кишиләрниң мувәппәқийәт қазинишидики “сири” ни йәккүнлигән. униң йәкүничә, бу сир ” йүзи қелин вә көңүли қара” (脸厚心黑) болушниң күч-қудритини игиләштин башқа нәрсә әмәс иди. 1912-йили, у бу “һекимәт” ни мәркәз қилған ” қелин-қара нәзәрийәси ” намлиқ әсириниң тунҗи нусхсини йезип чиққан. хитай хәлқиниң тунҗи нәшригә болған қизғин инкаси уни һәйран қалдурған вә ли зуңву хитайлардики бу әсәргә болған қиззиқишини писхологийә билән чоңқур мунасивити бар дәп қариған. бу тонуш униң йәнә 30 йил давамлишидиған илмий тәтқиқат сәпиригә атлинишиға түрткә болған. 1936-йили, у йиллардин буян бу тема һәққидә язған язмилириниң бир қисмини йеңи көзқараш вә пикирлири билән бирләштүрүп, әдәбий хатирә шәклидә қайта рәтләп, чеңдудики “хуаши гезити” дә “қелин-қара \ дапшақнамә муһакимилири” (厚黑丛话) намлиқ мәхсус сәһипә ечип, қисимларға бөлүп елан қилған, кейин охшаш намда китаб болуп бесип чиқарған. ли зуңву китабниң мәзмунини писхологийә, иқтисад, сиясәт вә хәлқара мунасивәт қатарлиқ саһәләргичә кеңәйткән.
миллий бурч вә тәнқид
униң бу әсәрни йезиши вә узун йил бу идийә һәққидә тәтқиқат елип беришиға күчлүк түрткә болған амил болса хитай җәмийтигә болған күчлүк мәсулийәт туйғуси болуп, у өзиниң өзгичә тәпәккур усули билән феодал җәмийәттики сиясий қараңғулуқ вә әмәлдарларниң чирикликини чоңқур паш қилған һәм қаттиқ тәнқидлигән. у өзиниң хитай тарихини чүшиниш усулини маркисиниң тарихни чүшиниш усули, йәни тарихи материялизим нәрәрийәси билән селиштурған вә бу һәқтә мундақ дегән:
— маркис тарихий материялизм қаришини иҗад қилған; мән болсам “қара-қелинлиқ тарих қариши”ни иҗад қилдим.
әгәр бу қараш билән “йигирмә төт тарих” ни оқуп чиқсақ, тарихтики мувәппәқийәт вә мәғлубийәт, гүллиниш вә заваллиқниң сәвәблири худди бәш қолдәк айдиң болиду; әгәр қилин-қара тарих қариши билән җәмийәтни көзәтсәк, худди қараңғулуққа панус тутқандәк, түрлүк ғәлитә һадисиләр вә әбҗәшликләрниң әсли қияпити толуқ намаян болиду… биз йәнә қилин-қара тарих қаришидин пайдилинип, дарвинниң “күчлүкләрниң һөкүмранлиқ риқабити” тоғрисидики қаришиға зәрбә берип, һәрбий күчкә қариғуларчә ишинидиғанларни нәзәрийәви мәвқәсидин мәһрум қилалаймиз.
ахирида, у бу билимни игиләшни хитайниң бирликкә келиши вә сиртқи тәһдитләрни йеңишиниң бирдинбир йоли дәп қарап, “йүзи қелин вә қара нийәт болуш арқилиқ вәтәнни қутқузуш (厚黑救国) идийәсини тәшәббус қилған.
китабниң тәсири
китаб 1912-йили тунҗи нәшр қилиниши биләнла зор тәсир қозғиған. “қилин-қара нәзәрийәси” тезла сичүән өлкиси бойичә тарқилип, омумлашқан аталғуға айланған. китабниң мувәппәқийити шуқәдәр күчлүк болғанки, бу китаб илим саһәси тәрипидин “хитай идийә тарихидики муһим бир абидә” шундақла “хитай мәдәнийәт саһәсидики бир зор мөҗизә” (中国文化界一大奇观) дәп тәсвирләнгән. аптор вә униң әсири бир-биридин айрилмас һалға кәлгән болуп, кишиләр “ли зуңву” билән “қилин-қара нәзәрийәси” ни худди “сакямуни билән буддизм” ни яки “куңзи билән куңзичилиқ” ни бағлиғандәк тәбиий һалда бир-биригә бағлайдиған болған.
шу сәвәбтин, ли зуңву “хитай мәдәнийитигә тәсир көрсәткән 20 чоң аҗайип талант игиси” ниң бири қатариға киргүзүлгән. лин йүтаң, ляң шичю, бо яң, ли ав, нән хуәйҗин, җаң мосең, ли шифең қатарлиқлар ли зуңвуниң идийәсини көп тәрәплимилик тәтқиқ қилған вә мулаһизә йүргүзгән болуп, улар ли зуңвуни хитай мәдәнийәт тарихида, болупму идийә тарихида муһим төһпә қошқан шәхс дәп қариған.
бу китаб йәнә миллий характердики илғар болмиған тәрәпләрни тәнқидләшкә мәркәзләшкән “сесиқ хитайлиқлар” (丑陋的中国人) қатарлиқ кейинки тәнқидий әсәрләрниң муқәддимиси дәп аталған. идийәви җәһәттә, ли зуңву өзиниң ядролуқ тәлимати болған “қилин-қара тарих қариши” ни әнәниви әхлақ вә пәлсәпигә қарши қойған. у өз әсириниң ваң яңмиңниң ” инсан тәбиитиниң туғма яхшилиқи (致良知) нәзәрийәси билән тәң орунда туридиғанлиқини вә униңға қарши пәлсәпәви күчкә игә икәнликини оттуриға қойған; әгәр ваң яңмиң инсан тәбиитиниң туғма яхшилиқи тоғрисида тоғра сөзлигән болса, “қилин-қара нәзәрийәси” дуняви мувәппәқийәт үчүн зөрүр болған туғма қарилиқ (рәзиллик) тоғрисида охшашла тоғра һөкүм чиқарған дәп қариған. китаб зор сода мувәппәқийитигә еришкән болуп, 1980-йилларда тәйвән, шяңгаң вә японийәдә қатарлиқ җайларда қайта-қайта бесилип, әң көп сетилған китаблар қатаридин орун алған вә униң идийәсиниң тәсирини үзлүксиз күчәйткән.
