мәвлан тәңриқут
2026-01-19
язминиң бу бөлимидә муһәммәд риза шаһниң “ақ инқилаб” и , инқилабниң мувапиқийти вә кәмчиллики; бу инқилабқа болған қаршилиқлар вә иранда шаһ тәрипидин өткүзүлгән тарихтки әң катта мурасим анализ қилиниду.
ғәрбкә еғиш вә шаһниң ақ инқилаби (1953–1978)
мосаддеқ тәхттин чүшүрүлгәндин кейин,америка иранниң иқтисади үчүн 45 милиюн доллар иқтисади ярдәм қилди. 1953- йили әнгилийә билән болған дипломатик мунасивәтму яхшиланди. муһәммәд риза шаһ пәһләви совит иттипақиниң тәһдиди вә дөләт ичидики қарши күчләрдин әнсирәп әнгилийә вә америкиға йеқин туруш истратигийсини йолға қойди. нифитиниң пайдисини 50 % дин бөлишдиған болди.
1955- йили өктәбирдә, иран “бағдад әһдинамиси”гә әза болди. мәзкур иттипақ ирақ, түркийә вә пакистандин ибарәт “шималий бәлвағ” дөләтлирини бир йәргә җәм қилған болуп, әнглийә униңға толуқ әза, америка болса қоллиғучи сүпитидә қатнашқан иди. 1959-йили мартта, иран америка билән икки тәрәплик мудапиә келишими имзалиди. совет иттипақи биләнму мунасивәтни яхшилаш үмидидә шаһ 1956-йили совет иттипақини зиярәт қилған болсиму, советниң тәшвиқат һуҗумлири вә иранниң ғәрб билән болған иттипақлиқи сәвәбидин икки тәрәпниң мунасивити исиналмиди. 1957- йили америка мәркизи ахбарат идариси вә исраилийә мосадниң ярдими билән мәхпи сақчи тәшкилати болған “истихбарат вә дөләт бихәтәрлик тәшкилати” (SAVAK) ни қуруп чиқти. кейинки 25 йилда у савак сақчи тәшкилати арқилиқ өктичиләрни бастурди.
шаһ әнгилийә билән болған нифит кирзиси кәлтүрүп чиқарған иқтисади зиян, иран хәлқниң идологийә җәһәттики икки қутуплишиши қатарлиқ риаллиқ билән дөләтниң сиясий түзүмини димкратийәләштүрүш мәсилисини қандақ һәл қилишниң баш қетинчилиқида қеливататти. у ички сиясәттә қаттиқ қол сиясәт йүргүзшни таллиди. сайлам вә мәҗлис мәвҗут болсиму қаттиқ контрол астида тутулди. милләтчи фронтни чәклиди, башқа партийләрни бастурди. мәтбуатларни чәклиди. баш вәзирликкә болса пәқәт өзиниң ирадисини иҗра қилидиған баш вәзирларни арқа-арқидин вәзипигә қойди. икки партийлик түзүмни йолға қоюш үчүн икки әмәлдарни вәзипиләндүрди, әмма бир партйиниң шаһқа садиқ кишләрдин болушини тәләп қилди. шуңлашқа бу партийиләр техиму кәң сиясий вәкилликкә болған тәләпләрни қандуралмиди. 1960-йилдики мәҗлис сайлимида, омумйүзлүк көз боямчилиқ әйибләшлирини бесиқтурғили болмиди, нәтиҗидә шаһ сайламни бикар қилишқа мәҗбур болди. хәлқ назари болған болсиму шаһниң қаттиқ контрол қилиши сәвәблик чоң иш чиқмиди.
дөләт ичи вәзийтигә қарита америка президенти җон ф. кеннеди шаһни ислаһат елип бериш һәққидә бесим қилиди. дөләт ичидики өзгириш тәлипиниму көздә тутқан шаһ 1963 – йили чоң бир ислаһатқа атланди. мәтбуат үстидики чәклимиләрни бошатти, миллий фронт вә башқа сиясий партийиләрниң паалийәтлирини әслигә кәлтүрүшигә йол қойди һәмдә бир түркүм сабиқ юқири дәриҗилик әмәлдарларни чириклик билән әйибләп қолға елишқа буйруқ бәрди. йәр ислаһати елип берилип бурунқи бай йәр егилириниң йәрлири диһқанларға бөлүп бәрди.
шаһ йәр тәқсимати пилани арқилиқ йеза вә шәһәрләрдә қолға кәлтүргән абруйиға тайинип, 1963-йили январда алтә маддилиқ тәдбирни омумий хәлқ авазиға қойди. йәр ислаһатидин башқа, бу тәдбирләр хусусий саһәдики санаәт ишчилириниң пайдидин бәһримән болуши, орман вә отлақларни дөләтләштүрүш, йәр ислаһатини малийә җәһәттин қоллаш үчүн дөләт завутлирини сетиш, ишчилар вә деһқанларниң назарәтчилик кеңәшлиридә техиму көп вәкилликкә игә болуши үчүн сайлам қануниға түзитиш киргүзүш һәмдә яшларниң йезиларда оқуш-йезиш оқутқучиси болуп ишләш арқилиқ һәрбий мәҗбурийитини өтәйдиған “сават чиқириш қошуни”ни қуруш қатарлиқларни өз ичигә алатти. шаһ йәнә феврал ейида аялларғиму сайлам һоқуқи беридиғанлиқини елан қилди.шаһ бу бирикмә ислаһатларни өзиниң “ақ инқилаби” дәп атиди. омумий аваз нәтиҗиси һесабланғанда, һөкүмәт бу пиланниң %99 юқири аваз билән қолланғанлиқини җакарлиди
ақ инқилаб 1958-йилидин 1963-йилиғичә болған арилиқта систимлаштурулған вә муһәммәд риза шаһ пәһләви тәрипидин 1978-йилиғичә йүзгүзүлгән , “юқиридин төвәнгә” қарап елип берилған инқилаб болуп “қизил” (коммунистик яки қанлиқ) инқилабқа қариму-қарши һалда, қан төкүлмәйдиған вә зораванлиқтин халий болуш мәқсәт қилинғанлиқи үчүн “ақ” дәп аталған.
инқлап бир қәдәр үзүл-кесил болған болуп дөләт миқясида йәр ислаһати елип берилип йәрләр бурунқи бай фиодал тәбиқидин иҗарикәш деһқанларға қайта тәқсим қилип берилиши билән әнәниви земин игилириниң иқтисадий вә сиясий күчи үнүмлүк һалда тартивелинди. йәр ислаһати қош бислиқ хәнҗәр ролини ойниди;бир тәрәптин йизиларда хәлқ шаһтин қаттиқ мәмнун болған болса, шаһни күчлүк бир иттипақдаштин айрип қойди.
бу дәврдә маарип саһәсидә зор тәрққият көрүлди; 1960-йилларға кәлгәндә, дөләт ичидики университетларда оқуғучилар сани 17 миңға, чәтәлдә оқуйдиғанлар 15 миңға йәтти. иранлиқларниң саватлиқ болуш нисбити зор дәриҗидә юқири көтирилди. зор түркүмдики кәспий хадимлар, техниклар вә башқурғучилар қатлими йетишип чиқти. радио қобуллиғучларниң сани он һәссә көпийип бир милйонға йәтти, телевизор тез сүрәттә омумлашти; 1962-йилиға кәлгәндә телевизор көрүрмәнлириниң сани 670 миңға йәтти.

шаһниң алаһидә көңүл бөлиши билән “аялларниң азадлиқи ” шуари астида аяллар сайламиға қатнишиш һоқуқи берилди һәтта сайламға қатнашти. шаһ иран аяллирини ениқ қилип “әркин аяллар” дәп атиди, бу у тәсәввур қилған “бүйүк мәдәнийәт” үчүн (тирилдүрмәкчи болған қәдимки парс мәдәнийитини демәкчи) муһим болған, иҗтимаий вә маддий тәрәққиятниң муһим тәркби қисими иди. санаәтниң тәрәққий қилиши билән нопусниң кәң көләмлик еқиши мәйданға кәлди вә нәтиҗидә аялларниң “өй ишлирини қилиш” “мәсулийити” дә өзгириш болуп шәһәрләргә ишлигили беришқа башлиди. маарип саһәси вә санаәт ишләпчиқиришниң бир парчисиға айланди. чәтәлләрдә оқуватқан 15,000 иранлиқ оқуғучи арсида зор түркүмдә аяллар болуп, уларниң көпинчиси кәспий саһәләрдә, техник билимири, диний илимләр вә башқуруш кәсплиридә оқуди вә бу саһәләрдә ишқа кирди. иран аяллири арисида йүрүш-туруш вә кейим-кичәк кийиш җәһәтләрдә ғәрб өрнәк елинди һәтта ғәрбниң гүзәллик қариши иран аяллири арисида кәң көләмдә тарқалди.
күткәндәк шаһниң ислаһатиға әң чоң қаршилиқ диний гуруплардин кәлди. муһафизикар диний затлар ақ инқилабни, болупму “йәр ислаһати” вә “аялларниң әркинликкә еришиши” вә уларға техиму көп һоқуқ беришни исламға зит дәп җакарлиди вә рәт қилди. өзлириму чоң йәр игилири болған молла- шәйихләр ислам қанунида шәхсий мүлүк дәхли-тәрузға учримаслиқи керәк, дегән гәпни көтүрүп чиқип , чоң земинларниң иҗарикәш деһқанларға мәҗбурий тәқсимләп берилишини диний қанун пиринсиплириға ашкара хилаплиқ қилиш дәп дәва қилди. улар йәнә бу ислаһатларни парламент (мәҗлис) тарқитиветилгән бир мәзгилдә падишаһниң буйруқи биләнла йолға қоюлғанлиқини илгири сүрүш арқилиқ қанунсиз дәп илап қилди. йәнә бир тәрәптин, аяллар һоқуқиға мунасивәтлик амиллар йәни , болупму аялларниң әркинликкә еришиши диний затларниң ғәзипини қозғиған әң чоң партлаш нуқтилириниң бири болған. улар бу ислаһатларниң һөкүмәт вә падишаһлиқ һоқуқиниң техиму кеңийишигә йол ачидиғанлиқидин әнсирәйти.

шаһ буларға қарши моллиларни очуқ-ашкара һалда “қара реаксийә” дәп атап, уларни тәрәққиятқа тосалғу болуватқан “оттура әсир” ниң “феодал” күчлири сүпитидә тәсвирлиди. бу хил қараш диний күчләрниң техиму қаршилиқини кәлтүрүп чиқарди. мәмликәттики шиә мусулманлириға қарита йетәкләш қабилийити болуш сүпити билән иранниң диний лидирлири дөләттә ғайәт зор йошурун күчкә игә иди. “ақ инқилаб”та тәсир күчи чәкләнгән диний тәбиқә вә башқа радикал диний күчләр өз дәвриниң көзгә көрүнгән диний алими вә шаһниң әшәддий риқабәтчиси болған руһуллаһ мусави хомейниға йөләнди. хомейни шу чағда аллиқачан иран шиә җәмийитидики әң юқири диний унван — “айәтуллаһ”лиқ мәртивисигә игә иди.
йәнә бир тәрәптин шаһ қозғиған заманиви инқилабниң кәскинлики вә тиз сүрәттә елип берлиши бир түркүм иранлиқлар арсида наразлиқ қозғғиғини һәқиқәт иди вә буларниң сани аз әмәс иди. уларниң асаслиқ шикайити ислаһатниң “иран мәдәнийтидин йирақлап кетиши” иди. бу йәрдә “иран мәдәнийти” һәққидә шаһ вә униң қоллиғучилири билән қарши чиққучи муһафизикарлар арсида пәрқ бар иди. шаһқа нисбтән “иран мәдәнийти” қәдимки парс емперийәсиниң мәдәнийти иди; қарши тәрәп дәватқан “иран мәдәнийти” болса иран – ислам мәдәнийти иди. шуңа улар бу ислаһатни тәрәққият йолидики сәмимий бир тиришчанлиқ дәп әмәс, бәлки ислам пиринсиплириға вә иранниң мустәқиллиқиға қилинған биваситә һуҗум дәп қариған.
1963-йили июн ейида, айәтуллаһ хумәйни иранниң қум шәһридә һакимийәткә қарши қаттиқ нутуқларни сөзлигәндин униң асаслиқ һуҗум нишани йәр ислаһати вә аяллар әркинлики вә ғәрблишиш болуп, у вә башқа диний затлар буларни әнәниви ислам иҗтимаий қурулмисиға қилинған таҗавузчилиқ дәп атиди. хомейниниң қарши чиқиши билән миңлиған намайишчилар кочиларға сәлдәк ақти. дөләт ичидә шиддәтлик үч күн топилаң йүз бәрди. шаһ дөләт армийиси вә йошурун сақчи тәшкилати (SAWAK) ни ишқа селип бу топилаңларни рәһимсизләрчә бастурди,.. шаһ шу дәқиқидә һөкүмәт өз риқабәтчилири үстидин тамамән ғәлибә қилғандәк көрүнди. хомейни 1964-йили қолға елинди. шаһ хомейнини хәлқниң нәзәридә “шеһит”қа айландуруп қоюштин әнсирәп, уни өлүмгә һөкүм қилиш орниға сүргүн қилди; у 1979 -йили иранға қайтип кәлгүчә болған арлиқта түркийә, ирақ вә франсийәдә сүргүндә яшиди.
муһәммәд риза шаһ хомейни үстидин қазанған ғәлибини өзиниң ашу муһафизикар моллилар билән болған күришиниң юқири пәллиси дәп қариди. буниңдин кийн шаһ пәйдинпәй диктатурлишишқа қарап маңди. у иранлиқлар үчүн сақлинип қалған азғинә вәкиллик һөкүмәт унсурлириниму чөрүп ташлап, ахири 1971-йили бир партийәлик дөләт түзүмини тиклиди. бу мустәбитлик барғансири таянч базиси тарийип, өз пикирини баян қилидиған мунбәрләрдин мәһрум қалған мөтидил вә секулар өктичиләрни бара-бара радикаллишишқа башлиди, уларниң нурғунлири диний лагерға қошулушни таллиди. шиә диний затлири өзлириниң ениқ қатламлиқ түзүми арқилиқ, бу кишиләрни вә “базарилар” дәп атилидиған кичик вә оттура типтики содигәрләрни бир туғ астиға җәм қилип, зор бир өктичи күч шәкилләндүрди.
шаһ диктатур болсиму иранниң иқтисади 1963- йилидин 1973- йилғичә йилда 11% сүрәт билән ишип маңди. буниң сәвәби кәң көләмдә нифит ишләпчиқириш вә “ақ инқилаб” ниң иҗаби тәрәптики тәсирлири иди. 1953-йили 34 милйон доллар болған нефит кирими 1975-йилиға кәлгәндә 19 милярд долларға йәтти. иран дуняниң 21- чоң иқтисади гәвдисигә айланди. бир нәччә йилда шаһниң қолида қандақ ишлтишни билмигүдәк дәриҗидә пул пәйда болди. шаһ бу пулларни бу мәбләғләр полат-төмүр, нефит химийә, машина сайманлири қатарлиқ көп хил санаәт саһәлирини тәрәққий қилдурушқа ишләтти.
теһран йәнә парс қолтуқидики дөләтләр билән омумән яхши мунасивәтни сақлап кәлди. иран сәуди әрәбистан вә башқа қолтуқ әллири билән чегра бекитиш келишимлирини имзалиди; сәуди әрәбистан билән бихәтәрлик мәсилилиридә һәмкарлиқ вә учур һәмбәһирлинишни башлиди һәмдә йеңидин мустәқил болған әмирликләрни парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши арқилиқ техиму қоюқ һәмкарлиқ орнитишқа риғбәтләндүрди.
шаһ иранниң парс қолтуқидики ролини ашуруш мәқситидә, нефит киримидин пайдилинип иран қуруқлуқ, һава вә деңиз армийисини кеңәйтти. шаһ әнглийә армийиси райондин чекингәндин кейинки парс қолтуқи раюниниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишта иранниң йетәкчи рол ойнашқа мәйли барлиқини ипадилиди. униң бу позитсийси америка президенти ричард никсонниң бу районға тутқан үмидвар позитсийиси билән толуқ мас кәлди. 1969-йили елан қилинған “никсон хитабнамиси”да, америка президенти америкиниң иттипақдашлириниң район бихәтәрлики үчүн техиму зор мәсулийәтни үстигә елишини әвзәл көридиғанлиқини оттуриға қойған иди. никсон 1972-йили иранға қилған зиярити җәрянида мисли көрүлмигән бир қарарни чиқирип, шаһниң өз дөлитиниң мудапиәси үчүн зөрүр дәп қариған миқдарда америка қорал-ярақ амбиридики һәр қандақ адәттики (conventional) қорални сетивелишиға рухсәт қилди. шаһ америкиниң совет иттипақиниң баллистик башқурулидиған бомба қоюп беришини вә башқа һәрбий паалийәтлирини назарәт қилиши үчүн иран туприқида икки тиңшаш нуқтиси (listening posts) қурушиға рухсәт қилғандин кейин, америка-иран һәрбий һәмкарлиқи техиму чоңқур қатламға йәтти. 1970-йилларға кәлгәндә иран америкиниң әң чоң қорал -ярақ херидари болуп қалди. һәммидин бәк диққәт тартидиғини иран америкадин F-14 Tomcat типлиқ уруш айрупланиға егә болған болуп, у дәврдә бу айруплан америка вә ирандин башқа дөләтниң қолида йоқ иди. иран бу вақитта раюнлуқ чоң күчкә айланған иди.
дуняниң әң һәшәмәтлик мурасими
муһәммәд риза шаһ ғәрблишиш тәрәпдари болупла қалмай йәнә иранниң шанлиқ өтмүшигә, болупму парс емперийсигә румантизимлиқ туйғуси билән қарайти вә пәхирлнәтти. бу шанлиқ тарихини тирилдүрүшни иранниң техиму заманивийлишишиға вә тәрәққий қилишиға пайдилиқ дәп қарайти. у өзини парс емпирийәсиниң вариси дәп қарайти вә 1967- йили өзини импратор дәп атиди вә йеңи калиндар елан қилди. 9171-йили, тәхттә олтурғиниға 30 йил болған муһәммәд риза шаһ, парс империйисиниң қәдимки пайтәхти персеполиста иран империйисиниң 2500 йиллиқ тәнтәнисини өткүзүди. униң мәқсити иранниң қәдимки шанлиқ тарихиға һөрмәт билдүрүшла әмәс, бәлки дөләтниң кәлгүсигә болған зор тәсәввурини дуняға намаян қилиш иди. иран бу мурасимға дуняниң һәр қайси җайлиридин 60 тин артуқ падишаһ җәмәти әзалирини вә дөләт башлиқлирини тәклип қилди.
1971- йилидики персеполисниң тәрәққияти начар болғанлиқи үчүн, бу йәрдә 160 гиктар йәрни қаплиған ғайәт зор бир “чидир шәһәрчиси” қурулди. тәшкиллигүчиләр бағчиниң мәркизидики фонтанниң әтрапиға, юлтуз шәклидә тизилған 50 һәшәмәтлик чидир орунлаштурди, бу чидирлар франсийәдин елип келингән дәрәхләр (бағча бизәшкә ишлтилидиған дәрәхләр) вә гүл-гияһлар билән безәлди. муһитни техиму җәлпкар қилиш үчүн явропадин 50 миң нахшичи қуш елип келинди. бу қушларни тинч җайға орунлаштуруш үчүн, райондики барлиқ йилан вә зиянлиқ һашаратлар пүтүнләй тазиланди.
йәнә дуняға даңлиқ меһманханичи макс билует (Max Blouet) ниң йетәкчиликидә, һәр гуруп 600 меһмандин тәркиб тапқан 5 гуруппа миһманға көп түрдики таамлар билән алтә саәттин давамлашқан дағдуғилиқ зияпәтләр берилди; тамақлар мәхсус “Spode” ширкитигә заказ қилинған 10 миң тал тәхсидә тартилди. меһманлар арисида әнглийәниң единбург кинәзи, монако мәликиси грейс вә ефийопийә императори хайле селассий қатарлиқ әзиз меһманлар бар иди; улар 250 данә қизил рәңлик “мерсидис-бениз 600” типлиқ машинилар билән тошулди.

мурасим катта тәнтәнә билән өткүзүлди. ечилиш мурасими шаһ вә униң ханими шаһбануниң пасаргададики парс импратори бүйүк кирус мәқбәрисигә һөрмәт билдүрүши билән башланди. андин, тарихий либаслар кийгән 1724 әскәрдин тәшкилләнгән ғайәт зор һәрбий парад өткүзүлүп, иранниң өтмүштики империйәлири намаян қилинди. кечидә мәшһур композитор яннис шенакис (Iannis Xenakis) тәрипидин ишләнгән “персеполис политопи” намлиқ қилим көрситилди. теһрандики йепилиш мурасимида шаһ өзиниң дадиси риза шаһ пәһливиниң мәқбәрисидә униңға һөрмәт билдүрди.

бу зияпәтниң омумий чиқимини һесаблаш қийин болсиму, әйни вақиттики ординиң елан қилишичә, буниңға шу вақитниң пули билән 17 милйон доллар сәрп қилинған. бу мурасим та һазирғичә шаһ дәврдики исрапчилиқ дәп тәнқид қилинмақта. әмма бу һәқтә, шаһниң ханими фараһ пәһливи инқилабтин йиллар кейин өкүнүш билән шуни тилға алған; хәлқаралиқ таратқулар бу тәнтәниниң бир қисми сүпитидә селинған миңлиған мәктәп вә йолларға сәл қарап, пәқәт һәшәмәтчиликнила хәвәр қилған. шаһму мурасимниң зор чиқими һәққидә соал соралғанда, у: “мән әҗиба дөләт башлиқлирини нан билән күтивелишим керикмиди ?” шәклидә җаваб бәргән.
әмма мәсилә шуки, гәрчә иран иқтисади тиз тәрәққий қилған болсиму, бу тәрәққияттин һәммә киши бәһриман болалмиған. әлвәттә қисқа вақит ичидә байлиқини һәммигә тәң тәхсимләп болғилиму болмайду, шундақла шаһ бу иқтисадларни ул муәссә, йол, қурлуш, мәктәп вә һәрбий санаәткә ишләткән иди. шуңа шу мәзгилдә иран нопусиниң %54 ти намратлиқ чекидин төвән турмуш кәчүрүвататти; болупму җәнубтики түзләңлик районлиридики пуқралар пакиз судәк әң әқәллий еһтияҗларға еришәлмәйтти. 2016-йили BBC тәрипидин ишләнгән хәлқниң наразилиқи тәсвирләнгән бир һөҗҗәтлик филимдә бир аял өзиниң һаяттики әң чоң арзусиниң бир тал кийм тикиш машиниси икәнликини ейтқан болуп, бу шаһниң байлиқни тәхсимләш мәсилисидә хәлқ турмушини 2-пиланға иттрип қойғанлиқини көрситиду.
давами бар…..
пайдиланған мәнбәләр
Abrahamian, E. (2013). The coup: 1953, the CIA, and the roots of modern U.S.-Iranian relations. The New Press
Abrahamian, Ervand. 2009. “Mass Protests in the Islamic Revolution, 1977–79.” in Civil Resistance and Power Politics: The Experience of Non-violent Action from Gandhi to the Present, edited by A. Roberts and T. G. Ash. Oxford: Oxford University Press
Afkhami, Gholam-Reza (2009). The Life and Times of the Shah. University of California Press
Amanat, Abbas, (2017). Iran: A Modern History. Yale University Press
Ansari, A. M. (2001). The Myth of the White Revolution: Mohammad Reza Shah, “Modernization” and the Consolidation of Power. Middle Eastern Studies, 37(3), 1–24. http://www.jstor.org/stable/4284172
Ansari, A. M. (2007). Modern Iran: The Pahlavis and after. Pearson Longman
Bonakdarian, M. (2006). Britain and the Iranian Constitutional Revolution of 1906–1911: Foreign policy, imperialism, and dissent. Syracuse University Press
Curtis, G. E., & Hooglund, E. (Eds.). (2008). Iran: A country study (5th ed.). Library of Congress
Dunn, J. P. (2023). Iranian Revolution. EBSCO Knowledge Advantage. https://www.ebsco.com/research-starters/history/iranian-revolution
Elhan, N., & Karaoğlu, O. (2022). Uluslararası Dostluk Çerçevesinde Türkiye-İran İlişkileri: Mustafa Kemal Atatürk ve Rıza Şah Pehlevi. İran Çalışmaları Dergisi, 6(2), 203-226. https://doi.org/10.33201/iranian.1179401
Filseth, T. (2022, January 1). How America’s F-14 Tomcats saved Iran from destruction. The National Interest. https://nationalinterest.org/blog/reboot/how-americas-f-14-tomcats-saved-iran-destruction-198710
Katouzian, H. (2009). The Persians: Ancient, mediaeval and modern Iran. Yale University Press
Kinzer, S. (2003). All the Shah’s men: An American coup and the roots of Middle East terror. John Wiley & Sons
Milani, A. (2011). The Shah. Palgrave Macmillan
Yergin, D. (2008). The Prize: The epic quest for oil, money & power. Free Press
Sciolino, E. (2005). Persian mirrors: The elusive face of Iran. Free Press
Zhou, J. The party that toppled a dynasty and changed the Middle East forever. Young Diplomats Society, https://www.theyoungdiplomats.com/post/the-party-that-toppled-a-dynasty-and-changed-the-middle-east-forever
Mohammed Nuruzzaman, (2019). The Iranian Revolution at 40: Shifting Grounds, Continuing Resilience, E-International Relations, https://www.e-ir.info/2019/03/14/the-iranian-revolution-at-40-shifting-grounds-continuing-resilience/
