мәвлан тәңриқут
2026-01-17
бу язмида иранниң 20-әсирдин күнимизгичә болған сиясий тарихи қисқичә баян қилинду. бәк узун болуп кәтмәслики үчүн бир қанчә бөлүмгә бөлүп йоллиниду.
иранниң сиясий тарихи заманивийлишиш ислаһатлири, мустәбитлик, милләтчилик, ғәрблишиш, иқтисади вә һәрбий җәһәттә гүллиниш, диний тәбиқийниң қаршилиқи, диктатурлуқ , диний һакимийәт қатарлиқ бир қатар вәқә вә җәрянларниң мурәккәп бирикмисидин тәркиб тапқан. пүтүн җәряндики хәлқниң сиясий актиплиқи вә сиясий түзүмниң ” у учтин – бу учқа” келип кетип туруши нуқтисидин қариғанда иран типик “инқилаблар дөлити” дур. заманивийлишиш тәрәпдарлири билән диний күчләр пүтүн бу тарих вә җәряндики икки чоң күч болуп буларниң қоллиғучилири болған хәлқ ахирида әң чоң зиянкәшликкә учурғучилар болған.
буниңдин башқа, худди 2-дуня уршида сөвит иттипақи шәрқий түркистан вә хитайниң тәқдирини бәлгиләштә муһим рол ойниғанға охшаш, һәр дәвирдики дуняви чоң күчләр бивастә яки вастилик тәсири астидики дөләт вә раюнларниң тәқдирини бәлгиләштә муһим рол ойнайду. иранниң бу дәврдики пүтүн тарихи мусаписидә әнгилийә, сөвит иттипақи, вә америка вә исраилийә муһим рол ойниған.
нифит : һәм ниммәт һәм ләнәт
19-әсирниң ахирида, әнглийә һөкүмитиниң деңиз армийә истратегийисидә зор бурулуш йүз бәрди. хан җәмәти деңиз деңиз армийә баш қоманданлиқ штаби нефитниң “йеңи көмүр” икәнликини, йәни деңиз армийисиниң сүрити вә мусаписи үчүн һәл қилғуч әһмийәткә игә икәнликини җәзимләштүрди. әнглийәниң өзидә көмүр мол болсиму, нефит җәһәттә башқа дөләтләргә беқинмай амал йоқти. бу әһвал лондонни мустәқил енергийә мәнбәси издәшкә мәҗбур қилди. бу мәнпәәтләрни қоғдаш үчүн, әнглийә парс қолтуқидики һәрбий вә дипломатик тәсирини кеңәйтип, йәрлик шәйхләр үстидики “һамийлиқ” орнидин пайдилинип, кувәйтни осман империйисиниң бәсрә вилайитидин айрип чиқти вә нефитлик районларда истратегийәлик таянч нуқтиси тиклиди.
1901-йили әнглийәлик канчилиқ ишлири зәрдари вилям нокис дарси иранниң қаҗар сулалиси һөкүмранлири билән мәхсус нифит мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти. әйни вақитта музәффәруддин шаһ йетәкчиликидики иран һөкүмити иқтисадий вәйранчилиқ гирдабида туруватқан болуп, өз байлиқини ечишқа техника җәһәттин иқтидари йәтмәйтти. шундақла иранлиқлар нифитниң қиммитини таза чүшинип кәтмәйти. шу сәвәбтин, икки тәрәп иран йиллиқ сап пайдиниң пәқәт %16 кила еришидиған, әнглийә ширкити болса %84 гә егә болидиған “тәңсиз” бир келишим имзалиди. техиму муһими, әнглийә тәрәп “сап пайда” уқумини өз мәнпәәтигә уйғунлаштуруп бекиткәчкә, иран тәрәпниң әмәлий кирими интайин төвән болди. бу тәңпуңсиз тәқсимат кейинки иран әвладлири үчүн миллий хорлуқниң символиға айлинип қалди.
нәччә йиллиқ мәғлубийәттин кейин, 1908-йили җорҗ рейнолдс иранниң ғәрбий җәнубидики мәсҗид сулайманда ғайәт зор нефит қудуқини байқиди. бу байқаш “ангило-парс нефит ширкити” (APOC) ниң дуняға келишигә сәвәб болди. бу ширкәт тезла иранниң әң чоң иш билән тәминлигүчи оргиниға вә әнглийә хәзинисиниң зор байлиқ мәнбәсигә айланди. биринчи дуня уруши йеқинлашқанда, әнглийә һөкүмити ширкәтниң көп қисим пай һоқуқини сетивелип, уни әмәлийәттә әнглийә дөлитиниң бир тармиқиға айландуруп қойди.
чоң күчләрниң көләңгисидики иранниң тунҗи димкратийә тәҗрибиси
чаррусийә вә әнгилийә қатарлиқ чоң империйәләр дуняви пилан түзүватқан мәзгилдә, иранда 1906-йили “асасий қанун инқилаби” (Constitutional Revolution) дәп аталған демократик һәрикәт башланди. бу һәрикәтниң милләтчилик,димкратийә вә игилик һоқуқ пуриқи күчлүк болуп чаррусийәниң қоллишидики шаһни мәҗлис (парламент) қурушқа мәҗбурлиди. дәсләптә, әнглийә демократийә тәрәпдарлириниң һәрикитини зөрүр болған ярдәмләр билән тәминлиди
1906– йили иранлиқ содигәрләр, оқуғучилар вә либерал диний затлардин тәркиб тапқан 14 миңға йеқин намайишчи әнглийәниң теһрандики әлчиханисиниң бағчисини панаһҗай қилди. әнглийәниң буниңға йол қоюши инқилабчиларни шаһ қошунлириниң бастурушидин сақлап қалди вә уларниң парламент (мәҗлис) қуруш тәлипини системилиқ оттуриға қоюшиға пурсәт яратти. әнглийә бу арқилиқ қаҗар сулалисиниң мутләқ падишаһлиқ түзүмини қоллаватқан чаррусийә империйисиниң тәсирини чәкләшни көзлигән иди. бу басқучта “демократийә” әнглийә үчүн русийәниң қорчиқини аҗизлитиштики бир васитә иди.
лекин яврупада гирманийәниң қәд көтүрүши вәзийәтни тәтүригә буриди; бир-биригә әң күчлүк рәқип болуп келиватқан чаррусийә вә әнгилийә асиядики риқабәтни тохтитип, өзара келишиш қарариға кәлди. 1907 – йили әнглийә-русийә шәртнамисиниң имзиланди вә ирандики инқилабниң вәзийтидиму түптин өзгириш болди.
әнглийә билән русийә иттипақдаш болғандин кейин, әнглийәниң әң муһим нишани русийәни аҗизлитиштин, йеңи иттипақдашлиқ мунасивитини сақлайдиған “тенч иран”ни тикләшкә өзгәрди. бундақ әһвалда лондон москувани тизгинләш үчүн асасий қанун тәрәпдарлириға моһтаҗ болмайду, әлвәттә.әксичә, улар егилик һоқуққа егә вә милләтчилик идийисидики йеңи мәҗлисни өзлириниң иттипақдашлиқ муқимлиқиға вә 1908-йили байқалған нефит мәнпәәтлиригә тәһдит дәп қарашқа башлиди. буниң билән әнгилийә вә чаррусийә емпирийәси иран һөкүмитиниң пикирини алмайла, дөләтни өзара “мәнпәәт даириси”гә бөлүвалди. шималий қисми (теһранни өз ичигә алиду) русийәгә, җәнубий қисми әнглийәгә тәвә болди.демократийә тәрәпдари болған парламент күчлүк милләтчилик роһиға игә болуп, әнглийә билән русийәниң “мәнпәәт даириси”ни етирап қилишни рәт қилди. буниң билән әнглийә инқилабчилардин совушқа башлиди.
инқилаб бу басқучқа кәлгәндә башта инқилабни қоллап келиватқан шәйх фәзлуллаһ нури башчилиқида бир түркүм муһафизикар\ консерватиф диний затлар инқилабқа қарши актиплишишқа башлиди вә асасий қанун вә парламинтқа қарши туруп келиватқан падишаһни қоллиди.чүнки йеңидин қурулған мәҗлис (парламент) белгийә вә франсийә әндизисигә тайинип асасий қанун түзүшкә башлавататти. бу әһвални нури вә униң әгәшкүчилири “инсанлар тәрипидин чиқирилған” қанунларни исламниң “аллаһ тәқдим қилған” қанунлириға биваситә хирис қилши дәп қариди.фәзлуллаһ нури парламинит вә асасий қанунниң шәриәткә хилап икәнликини оттуриға қойди;
асасий қанун диний етиқадиниң немә болишидин қәтийнәзәр барлиқ пуқраларниң баравәр һоқуққа игә болушини тәләп қилатти. нури болса буни “куфрилиқ” дәп әйибләп, шәриәтниң мусулманлар билән ғәйрий мусулманлар ни ениқ пәрқләндүридиғанлиқини оттуриға қойди.
у қанун чиқириш һоқуқини пәқәт аллаһқила мәнсуп дәп қариди. шуңлашқа, бир түркүм сиясийонларниң парламентта олтуруп қанунлар үстидә аваз беришини ” аллаһқа шерик кәлтүрүш” дәп баһалиди.
у әркин мәтбуатниң секүләрләр вә “муртәд” дәп қаралған еқимларниң исламни тәнқид қилишиға йол ечип беришидин әнсириди.
нури парламентни ғәрбниң “куфрилиқ” мәһсулати дәп әйиплиши вә парламентниң қанунийлиқини инкар қилиши әнглийәликләрни демократик һәрикәткә писәнт қилмаслиқ үчүн дипломатик баһанә билән тәминлиди. әнглийә дипломатлири нуриниң сөзлирини тәкрарлап, “иран техи демократийәгә тәйяр әмәс, дөләтниң диний характери кона түзүмни тәләп қилиду” дәп җар селишқа башлиди. әмәлийәттә нишан һәргизму димкратийәни қоғдаш әмәс бәлки әнгилийәниң ирандики мәнпәтини капаләткә егә қилиш иди. бу нуқтидин қариғанда нури башчилиқдики парламинт вә асасий қанунға қарши мутәссип гороһни қоллаш мәнтиқлиқ иди. чүнки теһрандики әнглийә ахбарат органлири нуриниң һәркитиниң иран хәлқини парчилайдиғанлиқини тонуп йәткән иди. парчиланған иранни башқуруш бирликкә кәлгән, демократик иранни башқуруштин көп асан иди.
әнгилийәниң бу сәвәбтин баштики мәйданини түптин өзгәртип парламинит вә асасий қанун қоғдиғучилириға ора колашқа башлиди. асасий қанун тәрәпдарлири теһранни қайтурувелиш үчүн қораллиқ күрәш башлиғанда, әнглийә әмәлдарлири пәрдә арқисида һәрикәт қилип нури вә униң иттипақдашлирини секуләрләрниң өч елишидин қоғдап қалди.әнглийә йәнә нуриниң асасий қанунға қарши китабчилириниң тарқилишиға вә униң “шаһ абдуләзим” мазарлиқидики қаршилиқ базисиниң тосалғусиз паалийәт қилишиға көз юмди.нуриға биваситә “пара” берилгәнлики һәққидә талаш-тартишлар болсиму, лекин нуриниң һәрикитини малийә җәһәттин қоллиған нурғун бай йәр игилири вә муһафзикар содигәрләр дәл әнглийә тайинидиған йәрлик иқтисадниң түврүклири вә җәнубтики нефитликләрниң қоғдиғучилири иди.
1908- йили шаһ русийә қоманданлиқидики “парс козак биригадиси”дин пайдилинип парламентни бомбардиман қилп сиясий өзгириш қилди. әнглийә буниңға қаршилиқ билдүрмиди. әксичә, сиясий өзгириштин кейинки вәзийәтни җимиқтурушқа ярдәмләшти. 1911-йили русийә мәҗлисни тарқитиветиш һәққидә ултиматум бәрди, әнглийә бу ултиматумни актип қоллиди. әнглийәниң қоллиши билән русийә иранниң шималиға таҗавуз қилип мәҗлисни әмәлдин қалдурди вә иранниң тунҗи демократийә синиқини вәйран қилди.
риза шаһ пәһливи: заманивийлишиш вә мустәбитлик
биринчи дуня урушидики қалаймиқанчилиқтин кейин, риза хан 1921-йили һәрбий сиясий өзгиришкә йетәкчилик қилди вә 1925-йили пәһливи сулалисини қурди. гәрчә диний күчләрниң тәсири билән җумһурийәт елан қилалмиған болсиму, у түркийә җумһурийтидин өрнәк алди вә ататүрккә охшаш , иранни “ғәрблишиш” арқилиқ заманивилаштурушқа тиришти. риза ханниң йеңи түркийә җумһурийтиниң заманивийлишиш җәряни вә ата-түрккә чуңқур һөрмити болуп көп алақә қилип туратти. ата түркму риза ханниң ислаһат пиланлириға иҗаби қарайти. риза хан вә ата түрк бәзи мәктупларда бир биригә “қериндишим” дәп хитаб қилишатти. 1934- йили 10-июнда риза хан түркийәгә зиярәткә кәлди вә зияритини бир ай давамлаштурди. у мәркизий һакимийәтни күчәйтиш арқилиқ иранни ташқи күчләрниң боюнтурқидин халий, заманиви дөләт қилип қуруп чиқмақчи болди. буниң үчүн күч мәркәзгә мәркәзләшкән миллий армийә, маарип системиси вә мәркәзләшкән бюрократлиқ қурулма бәрпа қилишқа тиришти. секүләр асасий қанун түзүп чиқти вә диний күчләрниң ролини аҗизлитишни мәқсәд қилған бир қатар ислаһатларни елип барди.
риза шаһ вә ата түрк
иранниң сиясий бирликини мустәһкәмләш үчүн һәрбий күчни ишқа селип аптонумийә һоқуқиға игә йәрлик күчләрни йоқ қилди. униң дәвридә дөләт һалқиған төмүр йоллар ясалди вә 1935-йили дөләт нами “парс” тин “иран”ға өзгәртилди. 1935- йили тиһранда тунҗи яврупа услубидики унвирситит салдурди. аялларниң оқуши үчүн мәктәпләрни ачти вә уларни завутларда ишләшкә риғбәтләндүрди. 1936- йилиға кәлгәндә һиҗабни чәклиди.
гәрчә униң мәқсиди иранниң мустәқиллиқи, заманивийлишиши вә гүллиниши болсиму у сиясәтләрни мустәбит усуллар билән елип барған. униң һәрбийлири зораван болуп, күчи қанун тәрипидин чәкләнмигән, шундақла риза хан парламинтниң һоқуқини тартивалған, қарши көз қараштикиләрни бастурған, мәтбуат әркинликини чәклигән вә бир қанчә диний лидирларни һәтта өзиниң йеқин биократлирини қолға алған яки сүргүн қилған.
ташқи сиясәттә әнгилийә билән болған содиниң адил әмәсликини көздә тутуп 1932- йили ангило-парс нефит ширкити билән 1909 дин бери давам қилип келиватқан келишимни бикар қилип әнгилийәниң аччиқини кәлтүрүп қойған. сөвит итипақиниңму иқтисади имтиязлирини бикар қилиш арқилиқ оғисини қайнатқан. техиму яман болғини бу икки дөләтниң ирандики тәсир даирсигә қарши гирманийәни иранға башлап киргән вә 2- дуня уруши башлиндиған 1939- йиллириға кәлгәндә гирманийә иранниң әң сода һәмраһи болуп қалған. ичики җәһәттин хәлиққә болған мустәбитлики вә ташқи җәһәттин әнгилийә вә сөвит иттипақиниң чишиға тегип қоюш риза ханға чоң баш ағириқи елип кәлди.
иккинчи дуня урушидики сияси сода
2- дуня уруши мәзгилидә иран өз битәрәпликини җакарлиған болсиму,әнгилийәниң гирманийәниң тәсир күчини тазлап чиқириш тәлипиниң бәҗа кәлтүрүлмәслики әнгилийәниң аччиқини кәлтүрди. шундақла иранниң җуғрапийлик орниниң әнгилийә вә сөвит иттипақиниң бир бири билән болған алақисиниң раван болуши үчүн һалқилиқ болуши вә америка ярдәм боюмлириниң совет фронтиға йәткүзүш үчүн истратигийлик зөрүрийити сәвәбидин сөвит вә әнгилийә иранниң битәрәпликини тонумиди вә бирликтә 1941-йили авғустта иранға бесип кирди. иттипақдаш дөләтләр риза ханни тәхттин чүшүшкә мәҗбурлап униң яш оғли муһәммәд риза шаһ пәһливини тәхткә олтурғузди. риза хан болса җәнубий африқиниң җоһансиборг шәһригә сүргүн қилинди вә 1944- йили шу йәрдә вапат болди. 1943- йили иран гирманийәгә қарши җәң елан қилиди буниң бәдилигә чирчил, ситалин, вә розвилит қатарлиқ үч каттиваш 11-айдики тиһран йиғинда иранниң зимин пүтүнликини итрап қилди вә (пиландики ) бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әзалиқини итрап қилди.
уруштин кейин, совет иттипақи иран вә әзәрбәйҗанидин қошун чекиндүрүшни рәт қилип, қорчақ сотсиялистик җумһурийәтләрни қурушқа урунди. бу соғуқ мунасивәтләр урушиниң әң дәсләпки хәлқаралиқ киризисигә айланди. америкиниң күчлүк дипломатик бесими вә ядро күчи билән тәһдит селиши нәтиҗисидә, совет иттипақи чекинишкә мәҗбур болди вә иранниң земин пүтүнлүки сақлап қелинди.
нефитни дөләтләштүрүш вә “ажакис һәрикити”
1951- йили иранда йәнә демократийә чуқанлири юқири көтүрүлди вә муһәммәд мосаддеқ башчилиқидики “миллий фронт” арқилиқ қайтидин баш көтүрди. мәҗлистики милләтчи күчләр ангило-иран нифит ширкити тәситә мақул болған пайдини 50% дин тәқисмләш тәкливиниму рәт қилип нефит санаитини дөләтләштүрүш арзусини әмәлгә ашурди вә кона имтияз келишимлирини “мустәмликичилик оғрилиқи” дәп әйиблиди. шаһ мәҗлисиниң бесими вә иранлиқларниң намайишлири сәвәблик әнгилийәниң дегән йеригә келәлмиди. әксичә, мәҗлис вә хәлқниң бесими билән мосаддеқни баш мениситр қилип тәйниләшкә мәҗбур болди.әнглийә буниңға җавабән деңиз муһасирисини йолға қоюп, ирандин нифит техниклирини елип чиқип кәтти, иранға хәлқаралиқ имбарго йүргүзди, әнгилийәдики пуллирини тоңлатти. иран иқтисади қаттиқ зәрбигә учурди. мосаддеқ әнгилийәниң ирандики әлчиханисини тақиди. мосаддеқниңдөләттики тәсир күчи күнсири ешишқа башлиди.
әнглийә йәнә бир тәрәптин мосаддеқни сөвит коминистлири билән мунасивити бар дәп қарайти вә әслидә иран милләтчилилиригә һисдашлиқи бар америкини “мосаддеқниң коммунизмға майиллиқи бар” дәп қайил қилди. президент әйзинховер 1953-йили “мәркизий ахбарат идариси (CIA) “ни шиқа селип шаһ вә баш қумандан фазуллаһ заһиди билән “ажакис һәрикити” намида мәхпи пилан түзди.
шаһ заһидини баш министр қилип тәйнилигәнликини илан қилғанда мусаддеқ вәзиписдин истипа беришини рәт қилди вә шаһниң вәкилини қолға алди. шаһ буни сиясий өзгириш қилип исян көтүргәнлик дәп җакарлиди. дәсләптә “ажакис һәрикити”мәғлуп болғандәк қилған билән кейин хәлқ қозғитилди вә шаһниң қоғдиғучиллири ғәлбә қилип мосаддеқ қолға елинип 3 йил кесилди, униңдин кийн 1967- йили вапат болғичә өйидә нәзәрбәнд қилиниди.
давами бар……..
пайдиланған мәнбәләр:
Abrahamian, E. (2013). The coup: 1953, the CIA, and the roots of modern U.S.-Iranian relations. The New Press.
Abrahamian, Ervand. 2009. “Mass Protests in the Islamic Revolution, 1977–79.” in Civil Resistance and Power Politics: The Experience of Non-violent Action from Gandhi to the Present, edited by A. Roberts and T. G. Ash. Oxford: Oxford University Press.
Afkhami, Gholam-Reza (2009). The Life and Times of the Shah. University of California Press.
Amanat, Abbas, (2017). Iran: A Modern History. Yale University Press
Ansari, A. M. (2001). The Myth of the White Revolution: Mohammad Reza Shah, “Modernization” and the Consolidation of Power. Middle Eastern Studies, 37(3), 1–24. http://www.jstor.org/stable/4284172
Ansari, A. M. (2007). Modern Iran: The Pahlavis and after. Pearson Longman.
Bonakdarian, M. (2006). Britain and the Iranian Constitutional Revolution of 1906–1911: Foreign policy, imperialism, and dissent. Syracuse University Press.
Curtis, G. E., & Hooglund, E. (Eds.). (2008). Iran: A country study (5th ed.). Library of Congress.
Dunn, J. P. (2023). Iranian Revolution. EBSCO Knowledge Advantage. https://www.ebsco.com/research-starters/history/iranian-revolution
Elhan, N., & Karaoğlu, O. (2022). Uluslararası Dostluk Çerçevesinde Türkiye-İran İlişkileri: Mustafa Kemal Atatürk ve Rıza Şah Pehlevi. İran Çalışmaları Dergisi, 6(2), 203-226. https://doi.org/10.33201/iranian.1179401
Katouzian, H. (2009). The Persians: Ancient, mediaeval and modern Iran. Yale University Press.
Kinzer, S. (2003). All the Shah’s men: An American coup and the roots of Middle East terror. John Wiley & Sons.
Milani, A. (2011). The Shah. Palgrave Macmillan.
Yergin, D. (2008). The Prize: The epic quest for oil, money & power. Free Press.
Zhou, J. The party that toppled a dynasty and changed the Middle East forever. Young Diplomats Society, https://www.theyoungdiplomats.com/post/the-party-that-toppled-a-dynasty-and-changed-the-middle-east-forever
