бу йазмида иранниң 20-әсирдин күнимизгичә болған сийасий тарихи қисқичә байан қилинду. бәк узун болуп кәтмәслики үчүн бир қанчә бөлүмгә бөлүп йоллиниду.
иранниң сийасий тарихи заманивийлишиш ислаһатлири, мустәбитлик, милләтчилик, ғәрблишиш, иқтисади вә һәрбий җәһәттә гүллиниш, диний тәбиқийниң қаршилиқи, диктатурлуқ , диний һакимийәт қатарлиқ бир қатар вәқә вә җәрйанларниң мурәккәп бирикмисидин тәркиб тапқан. пүтүн җәрйандики хәлқниң сийасий актиплиқи вә сийасий түзүмниң « у учтин – бу учқа» келип кетип туруши нуқтисидин қариғанда иран типик «инқилаблар дөлити» дур. заманивийлишиш тәрәпдарлири билән диний күчләр пүтүн бу тарих вә җәрйандики икки чоң күч болуп буларниң қоллиғучилири болған хәлқ ахирида әң чоң зийанкәшликкә учурғучилар болған.
буниңдин башқа, худди 2-дунйа уршида сөвит иттипақи шәрқий түркистан вә хитайниң тәқдирини бәлгиләштә муһим рол ойниғанға охшаш, һәр дәвирдики дунйави чоң күчләр бивастә йаки вастилик тәсири астидики дөләт вә райунларниң тәқдирини бәлгиләштә муһим рол ойнайду. иранниң бу дәврдики пүтүн тарихи мусаписидә әнгилийә, сөвит иттипақи, вә америка вә исраилийә муһим рол ойниған.
ниفит : һәм ниммәт һәм ләнәт
19-әсирниң ахирида, әнглийә һөкүмитиниң деңиз армийә истратегийисидә зор бурулуш йүз бәрди. хан җәмәти деңиз деңиз армийә баш қоманданлиқ штаби неفитниң «йеңи көмүр» икәнликини, йәни деңиз армийисиниң сүрити вә мусаписи үчүн һәл қилғуч әһмийәткә игә икәнликини җәзимләштүрди. әнглийәниң өзидә көмүр мол болсиму, неفит җәһәттә башқа дөләтләргә беқинмай амал йоқти. бу әһвал лондонни мустәқил енергийә мәнбәси издәшкә мәҗбур қилди. бу мәнпәәтләрни қоғдаш үчүн, әнглийә парс қолтуқидики һәрбий вә дипломатик тәсирини кеңәйтип, йәрлик шәйхләр үстидики «һамийлиқ» орнидин пайдилинип, кувәйтни осман империйисиниң бәсрә вилайитидин айрип чиқти вә неفитлик районларда истратегийәлик тайанч нуқтиси тиклиди.
1901-йили әнглийәлик канчилиқ ишлири зәрдари вилйам нокис дарси иранниң қаҗар сулалиси һөкүмранлири билән мәхсус ниفит мәсилиси һәққидә сөһбәтләшти. әйни вақитта музәففәруддин шаһ йетәкчиликидики иран һөкүмити иқтисадий вәйранчилиқ гирдабида туруватқан болуп, өз байлиқини ечишқа техника җәһәттин иқтидари йәтмәйтти. шундақла иранлиқлар ниفитниң қиммитини таза чүшинип кәтмәйти. шу сәвәбтин, икки тәрәп иран йиллиқ сап пайдиниң пәқәт %16 кила еришидиған, әнглийә ширкити болса %84 гә егә болидиған «тәңсиз» бир келишим имзалиди. техиму муһими, әнглийә тәрәп «сап пайда» уқумини өз мәнпәәтигә уйғунлаштуруп бекиткәчкә, иран тәрәпниң әмәлий кирими интайин төвән болди. бу тәңпуңсиз тәқсимат кейинки иран әвладлири үчүн миллий хорлуқниң символиға айлинип қалди.
нәччә йиллиқ мәғлубийәттин кейин, 1908-йили җорҗ рейнолдс иранниң ғәрбий җәнубидики мәсҗид сулайманда ғайәт зор неفит қудуқини байқиди. бу байқаш «ангило-парс неفит ширкити» (APOC) ниң дунйаға келишигә сәвәб болди. бу ширкәт тезла иранниң әң чоң иш билән тәминлигүчи оргиниға вә әнглийә хәзинисиниң зор байлиқ мәнбәсигә айланди. биринчи дунйа уруши йеқинлашқанда, әнглийә һөкүмити ширкәтниң көп қисим пай һоқуқини сетивелип, уни әмәлийәттә әнглийә дөлитиниң бир тармиқиға айландуруп қойди.
чоң күчләрниң көләңгисидики иранниң тунҗи димкратийә тәҗрибиси
чаррусийә вә әнгилийә қатарлиқ чоң империйәләр дунйави пилан түзүватқан мәзгилдә, иранда 1906-йили «асасий қанун инқилаби» (Constitutional Revolution) дәп аталған демократик һәрикәт башланди. бу һәрикәтниң милләтчилик,димкратийә вә игилик һоқуқ пуриқи күчлүк болуп чаррусийәниң қоллишидики шаһни мәҗлис (парламент) қурушқа мәҗбурлиди. дәсләптә, әнглийә демократийә тәрәпдарлириниң һәрикитини зөрүр болған йардәмләр билән тәминлиди
1906– йили иранлиқ содигәрләр, оқуғучилар вә либерал диний затлардин тәркиб тапқан 14 миңға йеқин намайишчи әнглийәниң теһрандики әлчиханисиниң бағчисини панаһҗай қилди. әнглийәниң буниңға йол қойуши инқилабчиларни шаһ қошунлириниң бастурушидин сақлап қалди вә уларниң парламент (мәҗлис) қуруш тәлипини системилиқ оттуриға қойушиға пурсәт йаратти. әнглийә бу арқилиқ қаҗар сулалисиниң мутләқ падишаһлиқ түзүмини қоллаватқан чаррусийә империйисиниң тәсирини чәкләшни көзлигән иди. бу басқучта «демократийә» әнглийә үчүн русийәниң қорчиқини аҗизлитиштики бир васитә иди.
лекин йаврупада гирманийәниң қәд көтүрүши вәзийәтни тәтүригә буриди; бир-биригә әң күчлүк рәқип болуп келиватқан чаррусийә вә әнгилийә асийадики риқабәтни тохтитип, өзара келишиш қарариға кәлди. 1907 – йили әнглийә-русийә шәртнамисиниң имзиланди вә ирандики инқилабниң вәзийтидиму түптин өзгириш болди.
әнглийә билән русийә иттипақдаш болғандин кейин, әнглийәниң әң муһим нишани русийәни аҗизлитиштин, йеңи иттипақдашлиқ мунасивитини сақлайдиған «тенч иран»ни тикләшкә өзгәрди. бундақ әһвалда лондон москувани тизгинләш үчүн асасий қанун тәрәпдарлириға моһтаҗ болмайду, әлвәттә.әксичә, улар егилик һоқуққа егә вә милләтчилик идийисидики йеңи мәҗлисни өзлириниң иттипақдашлиқ муқимлиқиға вә 1908-йили байқалған неفит мәнпәәтлиригә тәһдит дәп қарашқа башлиди. буниң билән әнгилийә вә чаррусийә емпирийәси иран һөкүмитиниң пикирини алмайла, дөләтни өзара «мәнпәәт даириси»гә бөлүвалди. шималий қисми (теһранни өз ичигә алиду) русийәгә, җәнубий қисми әнглийәгә тәвә болди.демократийә тәрәпдари болған парламент күчлүк милләтчилик роһиға игә болуп, әнглийә билән русийәниң «мәнпәәт даириси»ни етирап қилишни рәт қилди. буниң билән әнглийә инқилабчилардин совушқа башлиди.
инқилаб бу басқучқа кәлгәндә башта инқилабни қоллап келиватқан шәйх فәзлуллаһ нури башчилиқида бир түркүм муһаفизикар консерватиف диний затлар инқилабқа қарши актиплишишқа башлиди вә асасий қанун вә парламинтқа қарши туруп келиватқан падишаһни қоллиди.чүнки йеңидин қурулған мәҗлис (парламент) белгийә вә فрансийә әндизисигә тайинип асасий қанун түзүшкә башлавататти. бу әһвални нури вә униң әгәшкүчилири «инсанлар тәрипидин чиқирилған» қанунларни исламниң «аллаһ тәқдим қилған» қанунлириға биваситә хирис қилши дәп қариди.فәзлуллаһ нури парламинит вә асасий қанунниң шәриәткә хилап икәнликини оттуриға қойди;
- асасий қанун диний етиқадиниң немә болишидин қәтийнәзәр барлиқ пуқраларниң баравәр һоқуққа игә болушини тәләп қилатти. нури болса буни «куفрилиқ» дәп әйибләп, шәриәтниң мусулманлар билән ғәйрий мусулманлар ни ениқ пәрқләндүридиғанлиқини оттуриға қойди.
- у қанун чиқириш һоқуқини пәқәт аллаһқила мәнсуп дәп қариди. шуңлашқа, бир түркүм сийасийонларниң парламентта олтуруп қанунлар үстидә аваз беришини « аллаһқа шерик кәлтүрүш» дәп баһалиди.
- у әркин мәтбуатниң секүләрләр вә «муртәд» дәп қаралған еқимларниң исламни тәнқид қилишиға йол ечип беришидин әнсириди.
нури парламентни ғәрбниң «куفрилиқ» мәһсулати дәп әйиплиши вә парламентниң қанунийлиқини инкар қилиши әнглийәликләрни демократик һәрикәткә писәнт қилмаслиқ үчүн дипломатик баһанә билән тәминлиди. әнглийә дипломатлири нуриниң сөзлирини тәкрарлап, «иран техи демократийәгә тәййар әмәс, дөләтниң диний характери кона түзүмни тәләп қилиду» дәп җар селишқа башлиди. әмәлийәттә нишан һәргизму димкратийәни қоғдаш әмәс бәлки әнгилийәниң ирандики мәнпәтини капаләткә егә қилиш иди. бу нуқтидин қариғанда нури башчилиқдики парламинт вә асасий қанунға қарши мутәссип гороһни қоллаш мәнтиқлиқ иди. чүнки теһрандики әнглийә ахбарат органлири нуриниң һәркитиниң иран хәлқини парчилайдиғанлиқини тонуп йәткән иди. парчиланған иранни башқуруш бирликкә кәлгән, демократик иранни башқуруштин көп асан иди.
әнгилийәниң бу сәвәбтин баштики мәйданини түптин өзгәртип парламинит вә асасий қанун қоғдиғучилириға ора колашқа башлиди. асасий қанун тәрәпдарлири теһранни қайтурувелиш үчүн қораллиқ күрәш башлиғанда, әнглийә әмәлдарлири пәрдә арқисида һәрикәт қилип нури вә униң иттипақдашлирини секуләрләрниң өч елишидин қоғдап қалди.әнглийә йәнә нуриниң асасий қанунға қарши китабчилириниң тарқилишиға вә униң «шаһ абдуләзим» мазарлиқидики қаршилиқ базисиниң тосалғусиз паалийәт қилишиға көз йумди.нуриға биваситә «пара» берилгәнлики һәққидә талаш-тартишлар болсиму, лекин нуриниң һәрикитини малийә җәһәттин қоллиған нурғун бай йәр игилири вә муһаفзикар содигәрләр дәл әнглийә тайинидиған йәрлик иқтисадниң түврүклири вә җәнубтики неفитликләрниң қоғдиғучилири иди.
1908- йили шаһ русийә қоманданлиқидики «парс козак биригадиси»дин пайдилинип парламентни бомбардиман қилп сийасий өзгириш қилди. әнглийә буниңға қаршилиқ билдүрмиди. әксичә, сийасий өзгириштин кейинки вәзийәтни җимиқтурушқа йардәмләшти. 1911-йили русийә мәҗлисни тарқитиветиш һәққидә ултиматум бәрди, әнглийә бу ултиматумни актип қоллиди. әнглийәниң қоллиши билән русийә иранниң шималиға таҗавуз қилип мәҗлисни әмәлдин қалдурди вә иранниң тунҗи демократийә синиқини вәйран қилди.
риза шаһ пәһливи: заманивийлишиш вә мустәбитлик
биринчи дунйа урушидики қалаймиқанчилиқтин кейин, риза хан 1921-йили һәрбий сийасий өзгиришкә йетәкчилик қилди вә 1925-йили пәһливи сулалисини қурди. гәрчә диний күчләрниң тәсири билән җумһурийәт елан қилалмиған болсиму, у түркийә җумһурийтидин өрнәк алди вә ататүрккә охшаш , иранни «ғәрблишиш» арқилиқ заманивилаштурушқа тиришти. риза ханниң йеңи түркийә җумһурийтиниң заманивийлишиш җәрйани вә ата-түрккә чуңқур һөрмити болуп көп алақә қилип туратти. ата түркму риза ханниң ислаһат пиланлириға иҗаби қарайти. риза хан вә ата түрк бәзи мәктупларда бир биригә «қериндишим» дәп хитаб қилишатти. 1934- йили 10-ийунда риза хан түркийәгә зийарәткә кәлди вә зийаритини бир ай давамлаштурди. у мәркизий һакимийәтни күчәйтиш арқилиқ иранни ташқи күчләрниң бойунтурқидин халий, заманиви дөләт қилип қуруп чиқмақчи болди. буниң үчүн күч мәркәзгә мәркәзләшкән миллий армийә, маарип системиси вә мәркәзләшкән бйурократлиқ қурулма бәрпа қилишқа тиришти. секүләр асасий қанун түзүп чиқти вә диний күчләрниң ролини аҗизлитишни мәқсәд қилған бир қатар ислаһатларни елип барди.

риза шаһ вә ата түрк
иранниң сийасий бирликини мустәһкәмләш үчүн һәрбий күчни ишқа селип аптонумийә һоқуқиға игә йәрлик күчләрни йоқ қилди. униң дәвридә дөләт һалқиған төмүр йоллар йасалди вә 1935-йили дөләт нами «парс» тин «иран»ға өзгәртилди. 1935- йили тиһранда тунҗи йаврупа услубидики унвирситит салдурди. айалларниң оқуши үчүн мәктәпләрни ачти вә уларни завутларда ишләшкә риғбәтләндүрди. 1936- йилиға кәлгәндә һиҗабни чәклиди.
гәрчә униң мәқсиди иранниң мустәқиллиқи, заманивийлишиши вә гүллиниши болсиму у сийасәтләрни мустәбит усуллар билән елип барған. униң һәрбийлири зораван болуп, күчи қанун тәрипидин чәкләнмигән, шундақла риза хан парламинтниң һоқуқини тартивалған, қарши көз қараштикиләрни бастурған, мәтбуат әркинликини чәклигән вә бир қанчә диний лидирларни һәтта өзиниң йеқин биократлирини қолға алған йаки сүргүн қилған.
ташқи сийасәттә әнгилийә билән болған содиниң адил әмәсликини көздә тутуп 1932- йили ангило-парс неفит ширкити билән 1909 дин бери давам қилип келиватқан келишимни бикар қилип әнгилийәниң аччиқини кәлтүрүп қойған. сөвит итипақиниңму иқтисади имтийазлирини бикар қилиш арқилиқ оғисини қайнатқан. техиму йаман болғини бу икки дөләтниң ирандики тәсир даирсигә қарши гирманийәни иранға башлап киргән вә 2- дунйа уруши башлиндиған 1939- йиллириға кәлгәндә гирманийә иранниң әң сода һәмраһи болуп қалған. ичики җәһәттин хәлиққә болған мустәбитлики вә ташқи җәһәттин әнгилийә вә сөвит иттипақиниң чишиға тегип қойуш риза ханға чоң баш ағириқи елип кәлди.
иккинчи дунйа урушидики сийаси сода
2- дунйа уруши мәзгилидә иран өз битәрәпликини җакарлиған болсиму,әнгилийәниң гирманийәниң тәсир күчини тазлап чиқириш тәлипиниң бәҗа кәлтүрүлмәслики әнгилийәниң аччиқини кәлтүрди. шундақла иранниң җуғрапийлик орниниң әнгилийә вә сөвит иттипақиниң бир бири билән болған алақисиниң раван болуши үчүн һалқилиқ болуши вә америка йардәм бойумлириниң совет فронтиға йәткүзүш үчүн истратигийлик зөрүрийити сәвәбидин сөвит вә әнгилийә иранниң битәрәпликини тонумиди вә бирликтә 1941-йили авғустта иранға бесип кирди. иттипақдаш дөләтләр риза ханни тәхттин чүшүшкә мәҗбурлап униң йаш оғли муһәммәд риза шаһ пәһливини тәхткә олтурғузди. риза хан болса җәнубий аفриқиниң җоһансиборг шәһригә сүргүн қилинди вә 1944- йили шу йәрдә вапат болди. 1943- йили иран гирманийәгә қарши җәң елан қилиди буниң бәдилигә чирчил, ситалин, вә розвилит қатарлиқ үч каттиваш 11-айдики тиһран йиғинда иранниң зимин пүтүнликини итрап қилди вә (пиландики ) бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әзалиқини итрап қилди.
уруштин кейин, совет иттипақи иран вә әзәрбәйҗанидин қошун чекиндүрүшни рәт қилип, қорчақ сотсийалистик җумһурийәтләрни қурушқа урунди. бу соғуқ мунасивәтләр урушиниң әң дәсләпки хәлқаралиқ киризисигә айланди. америкиниң күчлүк дипломатик бесими вә йадро күчи билән тәһдит селиши нәтиҗисидә, совет иттипақи чекинишкә мәҗбур болди вә иранниң земин пүтүнлүки сақлап қелинди.
неفитни дөләтләштүрүш вә «ажакис һәрикити»
1951- йили иранда йәнә демократийә чуқанлири йуқири көтүрүлди вә муһәммәд мосаддеқ башчилиқидики «миллий فронт» арқилиқ қайтидин баш көтүрди. мәҗлистики милләтчи күчләр ангило-иран ниفит ширкити тәситә мақул болған пайдини 50% дин тәқисмләш тәкливиниму рәт қилип неفит санаитини дөләтләштүрүш арзусини әмәлгә ашурди вә кона имтийаз келишимлирини «мустәмликичилик оғрилиқи» дәп әйиблиди. шаһ мәҗлисиниң бесими вә иранлиқларниң намайишлири сәвәблик әнгилийәниң дегән йеригә келәлмиди. әксичә, мәҗлис вә хәлқниң бесими билән мосаддеқни баш мениситр қилип тәйниләшкә мәҗбур болди.әнглийә буниңға җавабән деңиз муһасирисини йолға қойуп, ирандин ниفит техниклирини елип чиқип кәтти, иранға хәлқаралиқ имбарго йүргүзди, әнгилийәдики пуллирини тоңлатти. иран иқтисади қаттиқ зәрбигә учурди. мосаддеқ әнгилийәниң ирандики әлчиханисини тақиди. мосаддеқниңдөләттики тәсир күчи күнсири ешишқа башлиди.
әнглийә йәнә бир тәрәптин мосаддеқни сөвит коминистлири билән мунасивити бар дәп қарайти вә әслидә иран милләтчилилиригә һисдашлиқи бар америкини «мосаддеқниң коммунизмға майиллиқи бар» дәп қайил қилди. президент әйзинховер 1953-йили «мәркизий ахбарат идариси (CIA) «ни шиқа селип шаһ вә баш қумандан فазуллаһ заһиди билән «ажакис һәрикити» намида мәхпи пилан түзди.
шаһ заһидини баш министр қилип тәйнилигәнликини илан қилғанда мусаддеқ вәзиписдин истипа беришини рәт қилди вә шаһниң вәкилини қолға алди. шаһ буни сийасий өзгириш қилип исйан көтүргәнлик дәп җакарлиди. дәсләптә «ажакис һәрикити»мәғлуп болғандәк қилған билән кейин хәлқ қозғитилди вә шаһниң қоғдиғучиллири ғәлбә қилип мосаддеқ қолға елинип 3 йил кесилди, униңдин кийн 1967- йили вапат болғичә өйидә нәзәрбәнд қилиниди.
давами бар……..
пайдиланған мәнбәләр:
- Abrahamian, E. (2013). The coup: 1953, the CIA, and the roots of modern U.S.-Iranian relations. The New Press
- Abrahamian, Ervand. 2009. «Mass Protests in the Islamic Revolution, 1977–79.» in Civil Resistance and Power Politics: The Experience of Non-violent Action from Gandhi to the Present, edited by A. Roberts and T. G. Ash. Oxford: Oxford University Press
- Afkhami, Gholam-Reza (2009). The Life and Times of the Shah. University of California Press
- Amanat, Abbas, (2017). Iran: A Modern History. Yale University Press
- Ansari, A. M. (2001). The Myth of the White Revolution: Mohammad Reza Shah, “Modernization” and the Consolidation of Power. Middle Eastern Studies, 37(3), 1–24. http://www.jstor.org/stable/4284172
- Ansari, A. M. (2007). Modern Iran: The Pahlavis and after. Pearson Longman
- Bonakdarian, M. (2006). Britain and the Iranian Constitutional Revolution of 1906–1911: Foreign policy, imperialism, and dissent. Syracuse University Press
- Curtis, G. E., & Hooglund, E. (Eds.). (2008). Iran: A country study (5th ed.). Library of Congress
- Dunn, J. P. (2023). Iranian Revolution. EBSCO Knowledge Advantage. https://www.ebsco.com/research-starters/history/iranian-revolution
- Elhan, N., & Karaoğlu, O. (2022). Uluslararası Dostluk Çerçevesinde Türkiye-İran İlişkileri: Mustafa Kemal Atatürk ve Rıza Şah Pehlevi. İran Çalışmaları Dergisi, 6(2), 203-226. https://doi.org/10.33201/iranian.1179401
- Katouzian, H. (2009). The Persians: Ancient, mediaeval and modern Iran. Yale University Press
- Kinzer, S. (2003). All the Shah’s men: An American coup and the roots of Middle East terror. John Wiley & Sons
- Milani, A. (2011). The Shah. Palgrave Macmillan
- Yergin, D. (2008). The Prize: The epic quest for oil, money & power. Free Press
- Zhou, J. The party that toppled a dynasty and changed the Middle East forever. Young Diplomats Society, https://www.theyoungdiplomats.com/post/the-party-that-toppled-a-dynasty-and-changed-the-middle-east-forever
