2026-01-03
күршад
(апторниң бу язмида оттуриға қойған көз қарашлири пәқәт өзигә аит болуп ,өтүкән сиясәт тәтқиқат мәркизиниң көз қариши яки мәйданини әкс әттүрүши натайин.)
сүрийәдики мустәбит һакимийәт ағдурулуп, йеңи һөкүмәт қурулған бир йил мабәйнидә районда вә хәлқарада көп өзгиришләр йүз бәрди. лекин, сүрийәдики уйғурларниң вәзийитидә чоң өзгириш болмиди — уйғурлар йәнила гиражданлиқи йоқ һаләттә, “чәтәллик җәңчи” дегән қалпақта йеңи сестемиға толуқ өзлишип болалмиди. чәтәллик мухбирлар, тәтқиқатчилар вә бир қисим уйғурлар сүрийәдики уйғурлар олтурақлашқан шәһәрләрни зиярәт қилған, он нәччә йилдин буян сиртқи дуня билән көп алақиси болмиған уйғур қериндашларниң һаятлиридин бәзи картинлар дуня медиясида көрүнгән болсиму, уларниң келәчики һәққидики соалларға техичә җаваб тепилғини йоқ. сүрийәдики уйғурларниң өз ичидиму бу һәқтә ениқ қараш бар-йоқлиқини билмәймиз.
сүрийәдики уйғурлар йеңи сүрийә һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивитидә бир рол ойнияламду? йеңи һөкүмәт дөләтлишиш вә қайтидин ронақ тепиш йолида пурсәт издәватқан, ғәрбниң амбарголиридин қутулуп еғир иқтисадий киризисини һәл қилишқа уруниватқан, хитайниң дипломатик итрап қилиши вә иқтисадий җәһәттин қоллишиға иһтияҗи боливатқан яки болидиған, дуняниң һәрқайси җайлиридики сүрийәликләр юртиға түркүм-түркүмләп қайтиватқан һазирқи вәзийәттә, сүрийәдики уйғурлар немә қилиши лазим? хитай билән йеқин мунасивәт орнитиш арзуси болған, дуняға вә районға сүрийәдики чәтәллик җәңчиләрни яхши “контрол” қиливатқанлиқини көрситиш үчүн тиришиватқан йеңи сүрийә һөкүмитигә нисбәтән, уйғурларниң имтиязлиқ нопузи йәнә қанчилик давамлишиду?
пүтүн бу соалларниң ениқ бир җаваби болуши натайин. тоғра җаваби болуши техиму натайин. лекин бу соаллар сүрийәдики қериндашлар җидди ойлиши керәк болған вә ениқ истратегийә билән йирақни көзлигән асаста конкрет пилан түзмисә болмайдиған соаллардур. шуниси ениқки, сүрийәдики уйғурларниң биринчи нишани, һәммидин бурун сүрийәлик уйғур болуштур. бу пәқәт вә пәқәт сүрийә гиражданлиқи билән мумкин болиду. йеңи һөкүмәт техиму сестемилиқ һаләткә өтүп болғанда, техиму тоғриси релисқа кирип болғанда, бу иш техиму тәслишиду. қандақла истратегийә яки пилан болсун, әң авал уйғурларниң гираждансизлиқ мәсилисини һәл қилиши, хитайниң бивастә тәһдит селип, уйғурларниң қайтурулишини тәләп қилиш еһтималлиқиниң алдини елиш керәк.
иккинчи муһим мәсилә болса, сүрийәдики уйғурлар чәтәл дөләтлиригә яки чәтәлдики уйғурларға өзлирини тонутуш яки етирап қилдуруштин бурун, сүрийә хәлқигә өзлирини, хитайдин немә үчүн һиҗрәт қилғанлиқини вә йеңи сүрийәниң қурулушида қандақ бәдәл төлигәнликини чүшәндүрүши вә җәмийәттики мәшруийитини мустәһкәмлиши керәк.
уйғурлар яшиған мәһәллиләрдики яки уйғурларниң ярдими тәгкән сүрийәликләрниң уйғурларға қандақ қаришидин бәкрәк, уйғурларни билмәйдиған, аңлап бақмиған яки “бу чәтәлликләрниң бизниң дөлитимиздә немә иши бар?” дәйдиған сүрийәликләр билән өзара чүшиниш һасил қилиши керәк. сүрийәдики уйғурлар пиризидент шарагә һәр қанчә ишәнсиму, сиясий вә иҗтимаий күчи болған бир диаспора болуш үчүн, хәлқниң қоллишини қолға кәлтүрмисә болмайдиғанлиқини унтуп қалмаслиқи керәк. сүрийәдики уйғурларниң һәрбий җәһәттин күчлүк болуши, өзара инақ өтүши вә шара тәрипидин алаһидә муамилә көрүши, йәрлик хәлқиниң бихәтәрлик әндишисиниң мәнбәси болуп қелиши мумкин.
юқириқи икки мәсилә һәл болғандин кейин, сүрийәдики уйғурлар узун мәзгилдә дунядики бирдинбир һәрбий, иқтисадий, иҗтимаий вә сиясий күчи болған диаспора болуш еһтималлиқиға игә. мәсилән, түркийәдики уйғурларниң иҗтимаий күчи бар, лекин сиясий, иқтисадий вә һәрбий күчи йоқ. шуңлашқа түркийәниң уйғур сиясити ички сиясәт сәвийәсидә қалмақта, һәтта сиясий партийәләр уйғурларниң әмәс, бәлки өзиниң мәнпәәти үчүн ишлитидиған сиясий козурға айлинип қалмақта. буниң билән түркийәниң ички яки ташқи сияситидә муһим рол ойниялмайватиду. оттура асиядики уйғурларниң иқтисадий күчи бар, лекин һәрбий, иҗтимаий вә сиясий күчи йоқ. әркин вә бәһузур һалда яшаватқан, һәтта чоң иқтисадий қурулушларни елип бериватқан уйғурлар болсиму, бу дөләтләрниң ички яки ташқи сияситидә уйғурларниң тәсири интайин аз. америкидики уйғурларниң чәклик сиясий күчи бар дейиш мумкин. лекин, иқтисадий, һәрбий вә иҗтимаий күчи йоқ. өткән он йилда америкиниң хитайға йүргүзгән сияситидә уйғурлар муһим рол ойниди. лекин, башқа иқтисадий вә иҗтимаий тәрәпләрдики күчи аҗиз болғанлиқи сәвәбидин, америка һөкүмитидики сиясий давалғушта әң чоң тәсиргә учриған гуруппилардин бири болуп қалди. “әркин асия радиоси”ниң тақилиши, уйғур тәшкилатлириға берилгән фонларниң кесилиши қатарлиқ мисаллар бу аҗизлиқларни ениқ көрситип бәрди. лекин әгәр сүрийәдики уйғурлар пурсәттин яхши пайдилинип, йеңи сүрийә һөкүмитиниң бир парчиси болған һалда уйғур кимликини қоғдап қалалиса вә тәрәққий қилалиса, бәлким он йилдин кейин пәқәт сүрийәниңла әмәс, пүтүн районниң хитай билән болған мунасивитидә уйғурларниң мәнпәәти үчүн пайдилиқ рол ойниялайдиған муһим күч болалайду.
бу еһтималлиқтин биринчи болуп хитай, иккинчи болуп сүрийә һөкүмити әнсирәйду. хитай бихәтәрлик нуқтисидин әнсирисә, сүрийә һөкүмити өзиниң ташқи сиясити вә иқтисадий һәмкарлиқида уйғурларниң бир тосалғу болуп давамлишишидин әнсирәйду. бундақ шараит астида, сүрийәдики уйғурлар еһтиятчанлиқ билән қәдәм елиши керәк.
хитай сүрийәдики уйғурларниң мәшруийәт қазинишини халимайду. чүнки, “чәтәллик җәңчи” қалпиқидики “терорист” уйғурлар хитайниң ишини асанлаштуриду. сүрийә һөкүмити билән елип берилидиған һәр қандақ йиғин, имзалинидиған һәр қандақ келишимдә, сүрийә һөкүмитидин уйғурларни “контрол” қилиши, хитайға бивастә зиян елип келишиниң алдини елиши шәрт қилиниши мумкин. хитай сүрийәдики уйғурларни парчилаш, вәтәндики аилилири арқилиқ контрол қилишқа урунуш, тиҗари мәнпәәт сунуш қатарлиқ тактикилар билән күчлүк диаспора болуп шәкиллинишиниң алдини елиши мумкин. йәнә бир тәрәптин, сүрийә һөкүмити уйғурларға охшаш чәтәллик җәңчиләр мәсилисини һәл қилмай туруп, дөләтлишиш җәрянини тамамлиялмайду. йеңи сүрийә һөкүмити өзлириниң күчни қолға алғанлиқини, сүрийә територийәсидики “мәшру зораванлиқни ишлитәләйдиған бирдинбир күч”ниң сүрийә дөлити икәнликини испатлиялмай туруп, башқа дөләтләрни етирап қилишқа, мәбләғ салғучиларни болса капиталини елип киришкә қайил қилалмайду. шундақла дөләттики йәккә күчниң өзи икәнликини әмәлгә ашурмай туруп, сүрийәдики бихәтәрлик вә параванлиқниң капаләткә игә болушиниң мумкин әмәсликини билиду. уйғурларға охшаш күчлүк сиясий ғайиси болған вә хитайни дүшмән билгән қораллиқ күч, йеңи сүрийә һөкүмити үчүн йеқин кәлгүсидә чоң баш ағриқи болуп қелишиниң еһтималлиқи күчлүк.
урушта сақ қелиш әләм вә күчкә бағлиқ болса, тинчлиқта ронақ тепиш қәләм вә әқилгә бағлиқ. сүрийәлик уйғурлар он нәччә йил созулған ички урушта һаят қалди вә бүгүнгә кәлди. өзиниң күчлүк икәнликини пүтүн дуняға испатлиди. буниңдин кейинки җәрянда, әқлини ишлитип ронақ тепиши, тоғра истратегийә билән күчлүк сүрийә уйғур диаспорасини қуруп чиқиши керәк.
вә әлвәттә, юқирида дейилгән һәр еһтималлиқ сүрийәдики ички қалаймиқанчилиқниң ахирлишип, қайта уруш башланмиған әһвални көздә тутиду. әгәр сүрийә қайтидин қалаймиқанлашса, сүрийәдики уйғурлар техиму көп ениқсизлиқлар ичидә қелиши мумкин…
чәтәлдики уйғурларниң һәйран қелиши, алқишлиши вә хитай сияситигә қизиққан мухбирларниң диққитигә сазавәр болуши, сүрийәдики уйғурларни ғәлбә қилғандәк һессиятқа елип кәлгән болуши мумкин. лекин, хәлқаралиқ вәзийәт вә сүрийә сияситини чүшинидиған көзләр үчүн ениқ болғини — улар үчүн һәқиқий имтиһанниң әмди башланғанлиқидур. уйғурлар өзлириниң нишани, мәвҗут әмәлий күчи, сүрийә һөкүмитиниң дипломатийә йөнилиши вә хәлқараниң сиясий атмосферасини чөридигән һалда SWOT анализи елип бериши вә бу асаста җидди истратегийәсини түзүп чиқиши лазим.
