мәвлан тәңриқут
2026-01-05
рәсимниң мәнбәси: thequint
өтүкән сиясәт тәтқиқат мәркизиниң “хитай-америка дуняви һөкүмранлиқ риқабити: америка қәйәрдә кәткүзүп қойди? иммануел кант вә доналд трамп” намлиқ анализимизда җон мершеймир тәрипидин оттуриға қоюлған хәлқара мунасивәт һуҗумчи риализм нәзәрийәси (Offensive Realism) һәққидә тохталған идуқ.
мәзкур нәзәрийәниң мәркизий нуқтиси шуки, дуняви һөкүмран болмақчи болған дөләт чоқум биринчи болуп “районлуқ һөкүмран” (regional hegemon) болуши, униңдин кейин дуняниң башқа районлирида “районлуқ һөкүмран” күчниң баш көтүрүшигә йол қоймаслиқи керәк. бу нәзәрийәгә асасән америкиниң қандақ қилип ғәрбий йерим шарниң һөкүмрани болғанлиқи вә буниңдин кейин йәнә қандақ қилип дуняви һөкүмран болғанлиқи һәққидә тохталған идуқ. у язмида йәнә америкиниң һәрбий арилишиш даирисиниң һәддин зиядә кеңийип кәткәнликини вә бу сәвәбтин дуняви һөкүмранлиқ орниниң тәдриҗий төвәнләп кетиватқанлиқини оттуриға қойған идуқ. қизиққучилар тор бетимизгә кирип у язмини көрүп бақса болиду.
америка трамп һөкүмитиниң рәһбәрликидә бу һәддин зиядә кеңийип кетиштин тәдриҗий арқиға чекинмәктә вә “артуқ йүк”ләрни ташливетип “өйи”гә қайтмақта. америка бир тәрәптин дуняниң башқа җайлиридики мәсилиләрдин қолини тартқан яки иттипақдашлириға ташлап бәргән болса, йәнә бир тәрәптин башқа йәрләргә, йәни өзиниң өйи вә арқа һойлиси болған ғәрбий йерим шарға (шималий вә җәнубий америка қитәси) қол тиқишқа башлиди. башта гиринландни сетивалидиғанлиқини оттуриға қойди, кейин канадани америкиниң бир иштати қилиш керәк деди, униңдин кейин панама қанилида америка мәнпәәтини капаләткә игә қилди. йеқиндин буян венесуела билән киришип қалған иди вә 3-январ туюқсиз һәрбий һуҗум қозғап президент николас мадурони қолға елип дөләтни паләч һалға чүшүрүп қойди. буларни трамп һөкүмитиниң “америкини қайтидин күчлүк қилиш” (MAGA) шуариниң бир парчиси дәп қарашқа болиду.
башта шуни тәкитләп өтүш керәкки, америкиниң венесуелаға елип барған һәрбий һәрикити хәлқаралиқ қанунға хилап. хәлқара қанун мутәхәссислири бу һәрикәтниң б д т низамнамисиниң 2-мадда 4-тармиқиға (дөләтләрниң земин пүтүнлүкигә яки сиясий мустәқиллиқиға қарши күч ишлитишни мәни қилиду) хилап икәнликини оттуриға қоймақта. униңдин башқа, америкиниң бу һәрикити б д т ни вә хәвпсизлик кеңишини әмәлийәттә керәксиз нәрсигә айландуруп қойди.
америка болса өзини асаслиқ төвәндики икки тәрәптин ақлимақта:
өзини қоғдаш: америка һөкүмити бу һәрикәтни “наркотик террорлуқ тәшкилати”ға қарши зөрүр бир зәрбә дәп сүпәтлигән болуп, “наркотик террорлуқ”ни америка пуқралириға нисбәтән җиддий тәһдит дәп елан қилди. лекин, қануншунаслар өзини қоғдаш үчүн дөләтниң қораллиқ қисимлири тәрипидин қилинған һуҗум болуши керәкликини, венесуеланиң бу шәрткә чүшмәйдиғанлиқини әскәртти.
җинайи ишлар башқуруш тәвәлики: америка әдлийә министири мадурони ню-йорк җәнубий районлуқ сот мәһкимисидә наркотик террорлуқ тәшкилатлири билән тил бириктүрүш вә қорал-ярақ сақлаш җинайити билән әйиблиди. әмма анализчилар җинайи ишлар әйибнамисини баһанә қилип бир дөләт рәһбирини һәрбий күч билән тутқун қилишниң иҗра һоқуқини мислисиз дәриҗидә кеңәйтиветиш икәнликини оттуриға қойди.
лекин һечким бу һәқтә америкиниң қилғинини әйибләйдиғанлиқини ағзаки билдүрүп қойдиған билән әмәлий бир иш қилалмиди. бу тукидидесниң “пелопоннес урушлири” намлиқ әсиридики афиналиқ генералниң кичик арал дөлити милосқа “күчлүкләр халиғинини қилиду, аҗизлар болса тегишлик азабни тартиду” (The strong do what they can and the weak suffer what they must) дегән мәшһур сөзини әслитиду. йәни вақти кәлгәндә қаидә-низам вә бәлгилимиләр күчниң алдида ишлимәйду. америка тарихтики әң мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәтләрдин бирини елип берип, сәһәр саәт 02:01 әтрапида (йәрлик вақит) 150 тин артуқ айропилан билән президент николас мадуро вә биринчи ханим силия флоресни қолға елип америкиға елип кәтти. шундақла бир нәччә нуқтилиқ һуҗум елип бериш арқилиқ муһим һәрбий газармиларни вәйран қилди. трамп венесуелани кимниң башқуридиғанлиқиниму америкиниң бәлгиләйдиғанлиқи һәққидә сигнал бәрди.
2-монро хитабнамиси?
җон мершеймир һуҗумчи риализм нәзәрийәсидә оттуриға қойғанға охшаш, америка 1823-йили явропадики испанийә вә франсийә қатарлиқ күчлүк дөләтләргә сигнал тәриқисидә монро хитабнамиси (Monroe Doctrine)ни елан қилған болуп, явропа дөләтлириниң ғәрбий йерим шардики һәрқандақ сиясий һәрикитини америкиға җәң елан қилғанлиқ дәп қарайдиғанлиқини вә буниңға қарита һәрикәт қилидиғанлиқини җакарлиған. йәни явропаниң империялист күчлиригә очуқ қилип “ғәрбий йерим шарға қәдәм басмаңлар, бу йәр мениң” дегән иди. америка бу арқилиқ арқа һойлисиниң бихәтәрликини капаләткә игә қилди вә бу йәрдин кеңийип 2-дуня урушидин кейин, болупму 1991-йили совет иттипақини парчилиғандин кейин дуняниң бирдинбир һөкүмдариға айланди.
трамп америкиға президент болғандин кейин, америкиниң бурунқидәк күчи вә абройиниң қалмиғанлиқини вә өзиниң америкини қайтидин күчлүк дөләт қилип қуруп чиқидиғанлиқи (MAGA) вәдисини берип тәхтини давам қилмақта. җон мершеймирму өзиниң “либерал хам хиял” дегән китабида шундақла хитай-америка вә русийә-америка риқабити қатарлиқ дуняви һөкүмранлиқ талишиш риқабәтлири һәққидики мулаһизилиридә америкиниң кона күчи вә шөһритини йоқитип қойғанлиқини, һәтта ғәрбий йерим шарда хитайниң тәсир күчиниң ешип бериватқанлиқини тилға елип кәлмәктә. бу нуқтида трамп һөкүмити билән җон мершеймирниң охшаш ойлиғанлиқини көрүвелишқа болиду.
трамп канадани америкиниң бир иштати қилиш керәк деди, гиринландни сетивелип америкиниң земини қилиш пилани барлиқини оттуриға қойди. шундақла бу қетим венесуелаға һуҗум қилип мадурони қолға алди. буларға америкиниң афғанистандин чекиниши, оттура шәрқ мәсилилиригә бурунқидәк биваситә арилишишни зор дәриҗидә азайтиши, украинадики йүкни ташливетиши қатарлиқ һәрикәтләрни қошсақ, трампниң нишаниниң ишни баштин башлаш, йәни ғәрбий йерим шарға қайтидин һөкүмран болуш арқилиқ америкини қайтидин күчлүк қилиш икәнликини пәрәз қилиш мумкин. йәнә келип америкиниң венесуелаға һуҗум қилишни һечкимгә мәслиһәт салмаслиқи вә һуҗумдин кейин қилғанлири һәққидә һечқандақ җавабкарлиқи йоқтәк гәп қилиши, бу һәқтә (ғәрбий йерим шарда америкиниң мәнпәәти үчүн немә керәк болса қилидиғанлиқи һәққидә) наһайити кәскин икәнликини, буниң үчүн һечқандақ дөләт вә хәлқаралиқ органниң қандақ ойлайдиғанлиқиға писәнт қилмайдиғанлиқини көрситиду. трамп вә марко рубио кейинки нишанда куба, никарагуа вә мексикиниң болуш еһтималлиқини көрсәтти.
америка бу қетимлиқ һәрикәт арқилиқ үч дөләткә сигнал бәрди дәп қарашқа болиду:
хитай: ғәрбий йерим шарниң һөкүмрани америка, хитайниң ат чаптуруп ойнайдиған вақти өтүп кәтти, шундақла хитайниң бу йәрдики мәнпәәти америкиниң рухситисиз әмәлгә ашмайду.
русийә: асасән хитайға берилгән сигнал билән охшаш. һәмдә кубаға сиясий вә әскирий җәһәттин ярдәм қилғининиң пайдиси йоқ.
биразилийә: бу дөләт ғәрбий йерим шардики 2-күчлүк дөләт вә америкиға пат-пат шилтиң етип қойидиған дөләт. шуңа хитай, русийә, һиндистан вә җәнубий африқа қатарлиқ дөләтләр билән бирлишип, америка башчилиқидики демократик дөләтләргә қарши бирикс (BRICS) иттипақини қуруп чиқти. йошурун күчи зор дөләт вә хитай билән йеқин иқтисадий вә гео-политикилиқ мәнпәәтдашлиқи бар. америка бу қетимлиқ һәрикәт арқилиқ биразилийәгиму “иш-һәрикәтлиригә диққәт қилиш” агаһландурушини бәрди.
йәнә келип америкиниң 2025-йиллиқ дөләт бихәтәрлик истратегийәсидә “чоң дөләтләр риқабити” тәкитләнгән болуп, латин америкиси русийә вә хитайға охшаш ташқи риқабәтчиләрдин тосулуши керәк болған муһим тәсир даириси дәп қаралған. булар америкиниң дуняға қайтидин һөкүмран болушиниң гео-политикилиқ истратегийәси дәп қарашқа болиду. буниңдин сирт венесуела тәбиий байлиқи интайин мол дөләт болуп, бу җәһәттин америкиниң хитай вә русийә билән елип бериватқан дуняви һөкүмранлиқ риқабити үчүн һәм иқтисадий һәм истратигийәлик муһим рол ойнайду.
венесуела дунядики әң чоң нефит записиға игә болуп, 300 милярд туңдин артуқ испатланған хам нефит записи бар. америка һөкүмити америка нефит ширкәтлириниң ул әслиһәләрни ремонт қилип, “дөләт үчүн пул тепишқа башлайдиғанлиқини” вә һәрбий һәрикәт чиқиминиң шу йол билән “қайтурувелинидиғанлиқини” очуқ елан қилди. буниңдин башқа бу дөләт тәхминән 200 тирилйон куб фут тәбиий газ записиға игә болуп, җәнубий америка бойичә әң чоң һесаблиниду. йәнә келип венесуеланиң җәнубидики гуаяна қалқини (Guayana Shield) алтун (тәхминән 8000 дин 10000 тонниғичә болған алтун йошурун күчигә игә дәп мөлчәрләнмәктә), төмүр вә алюмин родиси, колтан (көк алтун), никел, мис вә алмас қатарлиқ бир қанчә муһим кан байлиқлириниң дуняви мәнбәсидур.
йиғип ейтқанда, америкиниң венесуела һәрикити өзиниң арқа һойлисини тазлаш һәрикити болуп, буни мутәхәссисләр 1823-йилидики монро хитабнамисигә селиштуруп “донро хитабнамиси” (“доналд трамп”тики дон) дәп атимақта. бу рубио қатарлиқ оң қанат бүркүт сиясәтчиләрниң патагонийәдин гиринландқичә пүтүн ғәрбий йерим шарни пүтүнләй америкиниң тәсир даириси астиға елиш бүйүк истратигийәсиниң 1-қәдими болуши мумкин.
хитай-америка вә америка-русийә риқабитигә болған тәсири
америкиға узундин бери қарши туруп келиватқан дөләт болуш сүпити билән, венесуеланиң хитай вә русийә билән, болупму хитай билән интайин йеқин мунасивити бар. һәтта бу қетимлиқ һәрикәт мадуро хитай вәкилләр өмики билән көрүшүп нәччә саәттин кейин йүз бәргән. америкиниң бу һәрикити хитайға иқтисадий вә гео-политикилиқ җәһәттин еғир зәрбә бәрди. йәнә келип хитайға буниңдинму еғир зәрбә америка куба, никарагуа, мексика вә биразилийәләрниму тиз чөктүргәндә берилиду. әмәлийәттә хитайниң җәнубий америкидики тәсир күчи америкиға үнүмлүк зәрбә бериш үчүн әҗәллик район иди. шуңа хитайни бу йәрдин сиқип чиқириш америка йүргүзгән әң тоғра истратигийә дәп қарашқа болиду. мундақчә қилип ейтқанда, америка гелиға туруп қалған қилтириқлардин бирини мувәппәқийәтлик еливәтти.
әмма бу һәрикәт хитайға вә русийәгә “илһам бериши” вә “үлгә болуп бериши” мумкин. йәни бу икки дөләт тәйвән вә украина мәсилисидә техиму җүрәткар болушиға түрткә болуши мумкин. һәтта хитайға тәйвәнгә һуҗум қилиш бесими елип келишиму мумкин. хитай һазир өз хәлқи вә пүтүн дуняға наһайити тәрәққий қилип америкидинму қорқмайдиған болуп кәткинини пәш қилмақта. америка һечкимдин тәп тартмай бәһраман һалда мустәқил бир дөләтгә туюқсиз һуҗум қозғап һөкүмәтни ағдуруп ташлиди. ундақта хитай өзиниң земининиң бир қисми дәватқан тәйвәнгә һуҗум қилалмиса, буниң нәри америкидәк күчлүк болуп кәткән болиду? бу нуқтиға һәм хитайлар, һәм хитай рәһбәрлири һәмдә пүтүн дуня диққәт қилиду. русийәму әмди украина урушида техиму өктәм болуп кетиду. йеңиш үчүн васитә таллимайду. бу нуқтидин қариғанда русийәниң тәлипи, явропа дөләтлириниң украинаға қандақ вә қанчилик ярдәм қилишиға бағлиқ.
ахирида, трампниң америка вә йеңи дуня визийони һәққидә бәзи учурларни ортақлишиш техиму муһим болуши мумкин. мутәхәссисләрниң қаришичә, трамп гәрчә америкини қайтидин күчлүк қилип қуруп чиқишни нишан қилған болсиму, униң визийони бир қутуплуқ дуня әмәс, бәлки көп қутуплуқ дуня. бу һәқтә русийә вә хитай билән бәзи мәсилиләрдә ортақ тонуш һасил қилғанлиқи һәққидә бәзи хәвәр вә анализлар бар. йәни хитай рәиси ши җинпиң трампқа “дуня хитай вә америка үчүн йетәрлик” дегәндәк, трамп дуняни үч дөләт арисида бөлүшүшкә мейил бар дәп қаралмақта. бундақ болғанда, америка хитайниң ички ишлириға арилишип кәтмәйду, тәйвән мәсилисидә әскәр чиқирип қоғдимаслиқи мумкин вә шәрқий асиядики тәсир күчигә сүкүт қилиши мумкин. русийәгә қарита болса украина вә балтиқ дөләтлири районидики тәсир күчини ашурушиға йол қойиду… тәбиий, трамп медияларға чиқип “мән шундақ қараймән” демиди, бу хәлқара мунасивәт мутәхәссислириниң анализи. трамп яки америка һөкүмити бәлким пәқәт бир мәзгилла, йәни өзини оңшап бурунқи күчигә келивалғучә русийә вә хитай билән дуняни “бөлүшүвелиши” мумкин.
пайдиланған мәнбәләр:
Ali, M. (2025, November 25). Timeline: 26 years of fraught US-Venezuela relations. Al Jazeera
Coatsworth, J. (2005, May 15). United States Interventions: What For? ReVista: The Harvard Review of Latin America
Douhan, A. (2021, September 6). Report of the Special Rapporteur on the negative impact of unilateral coercive measures on the enjoyment of human rights, Alena Douhan, on her visit to the Bolivarian Republic of Venezuela. United Nations Human Rights Council (via UN Watch)
DW News. (2026, January). How legal was the US’s action in Venezuela? [Video]. YouTube
DW Türkçe. (2025, November). Trump dediğini yapacak mı? Maduro diken üstünde [Video]. YouTube
Kampmark, B. (2026, January 4). The Don-roe Doctrine in action: Trump’s gangster intervention in Venezuela. Middle East Monitor
McKelvie, G. (2026, January 3). Is there any legal justification for the US attack on Venezuela? The Guardian
Rhoden-Paul, A., Moench, M., & BBC Verify. (2026, January 3). Who’s in charge of Venezuela and what happens next? BBC News
The Independent. (2026, January 3). Why has Trump attacked Venezuela? What we know so far as Maduro captured. The Independent
Von Mehren, A., & Kuusisto, M. (2025, November 6). Geopolitical Radar: Venezuela in Focus. Danske Bank
