тәтқиқат мәркизимиз 2025-йили 8-айдин 12-айниң 31-күнигичә болған арилиқта елан қилған мақалә вә йазмиларни (көпинчисини) топлам қилип чиқардуқ. мәзмунида тор бетимиздә елан қилинған нусхиси билән һечқандақ өзгириш болмиди. пәқәт мақалиләрниң тәртипидә өзгириш бар. мақалиләрниң тизилиши йеқиндин йираққа болуп, әң башта әң йеқин тарихтики, йәни 12-айниң ахиридики мақалиләр берилди. оқурмәнләрниң бу нуқтиға диққәт қилишини әскәртимиз. андин хитай сийасәт пәлсәписигә мунасивәтлик болған йазмилар бир йәргә топлинип, әң ахириға тизилди.
буниңдин башқа, өтүкән сийасәт тәтқиқат мәркизимизниң тор бетидә «тәклип-пикир» көзники ечилди. оқурмәнләрниң мақалиләрниң сүпити, йезилиши вә әһмийәт берилиши керәк болған темилар һәққидә ойлиғанлири, шундақла башқа һәрқандақ сәлбий вә иҗабий тәклип-пикирлири болса биз билән ортақлишишини қизғин қарши алимиз.
мақалиләр топлимини бу йәрдин чүшүрүң:
