мәвлан тәңриқут 2025-11-26
алдинқи хитай һәққидики язма елан қилинғандин кийн бәзиләр айрим алақилишип йезилғанларниң толуқ әмәслики, бундақ болидиғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқи яки әһвал бундақ болса қандақ қилиш керәклики дегәндәк бир қатар соалларни сориди. мән улар билән қисқичә қилип бу хил пәрәзләргә қандақ қараш керәкликини һәққидики көз қаришимини ортақлаштим.
“иқтисадшунас” журнилиниң кәлгүсигә нәзәр салидиған алаһидә сани 1986-йилдин буян һәр йили ноябирда нәшр қилинип келиватқан болуп 2025- йили 40- сани елан қилинди. бу сан, кейинки йили дуняни шәкилләндүридиған йүзлинишләр, баш темилар вә шәхсләр һәққидә анализ қилишни мәқсәт қилиду. әлвәттә, кәлгүсини топтоғра тәхмин қилишниң формиласи болмиғачқа, бәзилири хата чиқиду. мәнчә журналниң бу сани һәққидә билишкә тегишлик болған әң муһим мәсилә, 1) буларни қарсиға қилинған пәрәз дәп чүшәнмәсилик, 2) чоқум мошулар дегәндәк болидикән дәп чүшәнмәслик , 3) бу пәрәзләрниң интайин көп учур, тәһилил, адәм, техника, иқтисад вә узун йиллиқ әқил вә тәҗирибиниң бирикими икәнликини билиш, шуңлашқа илмий вә пайдилиниш қиммити барлиқини чүшиниш лазим.
журнал һәр қетмлиқ санида бултурқи \ алдинқи йилдики “пәрәз” лиридә немиләрниң тоғра чиқмиғанлиқи һәққидә қисқичә тохтилип өтиду. 2026- йиллиқ санида болса өткән 40 йил һәққидә хуласә характиридә тохтилипту. оқурмәнләрниң бу йәрдә оттуриға қоюлған тәхминләргә қандақ муамилә қилишға пайдилиқ болуши үчүн буларниң өзиниң бу һәқтики көз қаришини силәр билән ортақлишип қояй. төвәндикиси уларниң өзиниң бу һәқтә дегәнлири.
———
2026-йилиға нәзәр селиш алдида, өткән 39 йиллиқ санлиримизни көзитиш арқилиқ еришкән бәзи нәтиҗиләрни ортақлашмақчимиз.
хаталашқан йәрлиримиз
шундақ, биз нурғун ишларда хаталаштуқ. 2005-йили нәшр қилинған 20-санимизда, тарихшунас найл фергусонни (Niall Ferguson) бизниң апторлиримизниң пәрәзлиригә баһа беришкә тәклип қилдуқ. у сиясәт вә иқтисадниң давалғуп туридиған тәбиитини көздә тутуп, “әгәр улар һәмишә тоғра пәрәз қилған болса, бу худди һәмишә хата пәрәз қилғандәкла кишини биарам қилдиған бир иш болатти,” дәп көрсәтти. у бизниң шәрқий явропадики коммунистик һакимийәтниң йимирилишини вә югославийәниң парчилинишини алдин мөлчәрлийәлмигәнликимизни тилға алди. шундақла, бизниң 1990-йилларниң бешида хитайниң қәд көтүрүшигә вә шу он йиллиқниң ахиридики интернет долқуниниң йошурун күчигә һәддидин зиядә үмидсиз қариғанлиқимизниму сөзләп өтти. биз 1990-йилларда фидел кастирониң һакимийәттин чүшидиғанлиқини қайта-қайта пәрәз қилдуқ (әмәлийәттә у 2008-йилғичә куба президенти болуп турди). кейинки 20 йиллиқимизда, биз 2008-йилдики йәршари пул-муамилә кризиси, 2020-йилдики ковид юқуми (хитайдин тарқалған вирусни демәкчи) вә 2022-йилдики русийәниң украинаға таҗавуз қилиши қатарлиқ чоң вәқәләрни алдин пәрәз қилалмидуқ.
тоғра пәрәзлиримиз
бирақ, биз нурғун ишларни тоғра пәрәз қилдуқ. 1988-йилила шәрқий германийәдә давалғуш болидиғанлиқини алдин пәрәз қилдуқ вә берлин теми 1989-йили өрүлди; 1989-йили тонй блейирни кәлгүсиниң парлақ чолпан дәп тонудуқ; 1998-йили җорҗ бушни америкиниң кейинки президенти болидиғанлиқини тоғра пәрәз қилдуқ. 2000-йили нәшр қилинған 2001-йиллиқ санимизда, “яшашқа әң начар дөләт қайси?” дегән суал һәққидә афғанистанни көрсәттуқ. чүнки у йәр ачарчилиқ, қурғақчилиқ, кесәллик вә ички урушниң вәйранчилиқиға учриған иди, шундақла биз америкиниң усама бин ладин исимлик террорчиға панаһлиқ бәргәнлики үчүн бу дөләткә нәпрәт билән қарайдиғанлиқиниму әскәрткән идуқ. техника саһәсидә, 2004-йилила кармиралиқ тилифунларниң көпинчә кишиләр үчүн рәқәмлик камераларниң орнини алидиғанлиқини ейттуқ; биз қайта һасил болидиған енергийә вә сүний әқил (AI) гә узундин буян ишәнч билән қарап кәлдуқ. 2019-йили нәшр қилинған 2020-йиллиқ санимизда, Openai намлиқ әйни вақитта техи нами чиқмиған бир йеңи ширкәт ясиған GPT-2 намлиқ сүний әқил системиси билән “сөһбәт” өткүздуқ. бу AI модели президент доналд трампниң келәр нөвәтлик сайламда уттуруп қойидиғанлиқини тоғра пәрәз қилди . (мән исмидә қалған булар тоғра пәрәз қилған бир қанчә темини қошуп қояй. тәйвәндә сәй йиңвинниң сайламда ғәлбә қилидиғанлиқини тоғра тапқан. трамп билән байдин әмәс бәлки бир аял кишиниң – камаланиң исмини демигән- сайлам риқабитигә чүшидиғинини тоғра пәрәз қилған. юқирида 2020- йилидики вирусни тоғра тапалмидуқ дәпту, әмма бу журналниң муқависдики рәсимләргә қарап түркийәдин бири келәр йили ваба болушиниң бишарити болуши мумкин дәп анализ қилған. )
суйиқәст нәзәрийәлири (компло теорийлири) вә бизниң инкасимиз
бизниң пәрәзлиримиз мәйли қанчилик тоғра яки хата болсун, бәзи кишиләр бизни “һәммини йошурун билиду” дәп қарайду. йиллардин буян, тор дунясидики суйиқәст нәзәрийәчилири журнилимизниң муқависиға инчикилик билән қарап, у йәрдин йошурун бәлгә, учур вә мәниләрни издәп кәлди. уларниң қаришичә, “иллуминати” (Illuminati) яки дуняни йошурун контрол қилидиған башқа бир гуруппа, биздин келәр йили немә болидиғанлиқи һәққидики учурларни муқавимизға пәқәт ” иллуминатилар”ла оқуялайдиған йип учи шәклидә йошурушни тәләп қилидикән. әлвәттә, бу пүтүнләй қуруқ гәп — муқавидики рәсимләр билән журнал ичидики мақалиләр арисида аддий вә биваситә мунасивәт бар. униң үстигә, әгәр биз һәқиқәтәнму келәр йили немә болидиғанлиқини ениқ билгән болсақ, немишқа хаталашқан болаттуқ? суйиқәст нәзәрийәчилири бу һәқтә йәнә “һә, бу өз изиңларни йоқитиш үчүн қилинған һийлә,” дәйду. бу биз һәргиз ғәлибә қилалмайдиған бир муназирә болғачқа, биз униңға арилишип олтурмаймиз. лекин, суйиқәстчиләрни қизиқтуруш үчүн, бәзидә қәстән бир-икки сирлиқ бәлгә яки диққәтни буриветидиған алдамчи ишарәтләрни муқавимизға қошуп қойидиғинимиз раст.
тарихқа нәзәр вә хуласә
кәлгүсини мөлчәрләйдиған йиллиқ журнал идийәси тунҗи қетим оттуриға қоюлғанда, “иқтисадшунас”тики нурғун кишиләр буниңға гуман билән қариған иди, пәқәт бармақ билән санивалғудәк аз сандики кишиләрла дәсләпки бир қанчә санға мақалә йезишқа қошулған. уларниң нурғун хизмәтдашлири бу ишқа ишәнч қилмиған вә “бу пүтүнләй мәғлубийәт билән ахирлишиду” дәп пәрәз қилишқан иди. әмма 40 йиллиқ мусапимиз һеч болмиғанда, уларниң бу пәризиниң қалтис дәриҗидә хата болуп чиққанлиқи испатланди.
