2024-йили декабирда бәшшар әсәд һакимийитиниң туйуқсиз йиқилиши оттура шәрқниң сийасий хәритисидә чуңқур бурулуш һасил қилип, ташқи күчләрниң, болупму росийәниң йадролуқ истратегийәлик мәнпәәтлиригә зор хирис елип кәлди. һәрбий күчи, ғайәт зор қуруқлуқ зимини вә дунйави лидир дөләт болуш истикигә егә русийә үчүн сүрийәдин чиқирип ташлиниши бир тәрәптин оттура шәрқтики тәсир күчини аҗизлитип муһим иттипақдиши иран билән болған қолай гиополитикилиқ һәмкарлиқини кисип ташлайду. йәнә бир тәрәптин русийәниң қара деңизниң бир қисмиға қапсилип қалған деңиз армийси үчүн сүрийәдики деңиз портлиридин айрилип қелиш униң оттура деңиздики мәвҗудийтини сүпүрүп ташлап тәсир даирсини зор дәриҗидә аҗизлаштурвитиду. йәнә келип русийә сөвит иттипақи дәвридин башлапла оттура шәрқтики иран вә бир қисим әрәб дөләтлири билән әнәниви иттипақдашлиқ мунасивитигә егә болуп сүрийә бу җәһәттә муһим саһибхан дөләт болуп кәлгән. бу йазмида әсәдкә қарши ғәлбә қилған йеңи сүрийә һөкүмити билән әсәдниң әң күчлүк қоллиғучиси русийә оттурсдики тиз тәрәққий қилған дипломатик мунасивәт тәһилил қилиниду.
риал сийасәт нуқтисидин қариғанда росийәниң кона вә йеңи -сүрийә билән болған мунасивити идеологийәлик бирдәклик йаки иттипақдашлиқ садақитидин әмәс, бәлки икки дөләтниң дөләт мәнпәәти, бихәтәрлик вә гиополитикилиқ еһтийаҗ тәрипидин шәкилләнгән болуп дөләтләр арисидики реал сийасәтниң типик өрникидур. москва өзиниң һалқилиқ истратегийәлик тайанч нуқтисини сақлап қелишқа, дәмәшқ болса бу иһтийаҗдин пайдилинип, парчиланған дөләттә ички вә ташқи муқимлиқ, қайта қуруш, игилик һоқуқни капаләтләндүрүш шундақла америка, исраилийә, түркийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләрниң сүрийә вә райундики күчини тәңпуңлаштурушқа теришмақта.
росийәниң әмәлийәтчил бурулуши
әһмәд шара рәһбәрликидики күчләрниң бәшшар әсәдни тезликтә ағдуруши, әсәдниң асаслиқ һимайичиси болған росийәни һалқилиқ бихәтәрлик иккилинишигә дучар қилди: оттура деңиздики тайанч нуқтисидин ваз кечишму йаки илгири өзи террорлуқ тәшкилати дәп атиған дүшмини билән дәрһал алақә орнитишму? русийә вәзийәтни күзәткәндин кийн, гиополитикилиқ мәнпәтини чиқиш қилип, ағдурулған иттипақдишиға болған достлуқни вә йеңи һакимийәткә болған нәччә йиллиқ дүшмәнликни бир чәткә қойуп қойди.
росийә дәсләптә әсәд вә униң аилисигә панаһлиқ бериш арқилиқ һәм иттипақдишини қоғдап қалди һәм өзиниң абруйини сақлап қалди. шуниң билән бир вақитта әсәдни сүрийәниң кәлгүси пиланидин чиқирип ташлап, йеңи рәһбәрлик қатлими билән алақилишишқа тәййар икәнликини дәрһал билдүрди. чүнки росийәниң сүрийәдики йадролуқ дөләт мәнпәәти — тартус деңиз армийә базиси вә һмеймим һава армийә базисини сақлап қелишқа бағлиқ. бу базилар росийәниң оттура шәрқтә тәсир күчини сақлап қелиши вә америкиниң тәсирини тәңпуңлаштуруши үчүн һайатий әһмийәткә игә. оттура шәрқ мутәхәссиси олли рухомаки (Olli Ruohomaki) путинниң бу қарарини қолидин тамамән чиқип кетиватқан нәрсини тутуп қелиш вә сүрийәни« оттура деңиздики ләңгәр » қилип сақлап қелишқа болған күчлүк интилиш дәп тәсвирлигән.
йеңи сүрийә һөкүмити мәсилигә русийәдинму реалсит позитсийә билән йеқинлашти. гәрчә нәччә йил бири бир бири билән қанлиқ җәң қилишқан болсиму, росийәниң сүрийә үчүн муһимлиқини етирап қилди вә дәмәшқниң росийәни сүрийәдин чиқириветишкә алдиримайдиғанлиқини билдүрди. улар сүрийәниң һәрбий қорал-йарақлириниң пүтүнләй росийәдин кәлгәнликини шундақла дөләтниң нурғун електр истансислирини рус енжинирларниң башқурғанлиқидәк риаллиқни қобул қилди. әмма һәр қандақ мунасивәтниң чоқум икки дөләтниң игилик һоқуқиға һөрмәт қилишқа асаслиниши керәкликини тәкитлиди. бу дәсләпки алақиләр йеңи бир дипломатийә рамкисини, йәни бурунқи ака-ука вә идологийәлик иттипақдашлиқ мунасивитиниң орнини алған, пәқәтла икки тәрәпниң дөләт мәнпәәтигә асасланған сап мәнпәәт алмаштуруш мунасивитини бәрпа қилди.
дәсләпки содилишиш
һакимийәт өзгиришидин кейин, русийә ташқи ишлар министириниң муавини михаил богданов дәмәшқни зийарәт қилип, русийәниң һәрбий базилирини сақлап қелишқа асас йаритишни мәқсәт қилған тунҗи қетимлиқ сөһбәтни башлиған. сүрийә русийәниң истратегийәлик еһтийаҗидин пайдилинип әсәдни тапшуруп беришни вә росийәниң сабиқ һакимийәтни қоллаш җәрйанида кәлтүрүп чиқарған вәйранчилиқи үчүн төләм төләшни тәләп қилған. 2025-йили 29-йанвар ройтерс агентлиқиниң бир сүрийә мәнбәсини нәқил кәлтүрүшичә,әһмәд шара русийәниң базилириниң давамлиқ тутуп турушиниң москваниң бурунқи һакимийәтниң адәмлирини қайтуруп бириш, төләм, қайта қуруш вә әслигә кәлтүрүш қатарлиқ җәһәтләрдә конкрет тәдбирләрни йолға қойушиға бағлиқ икәнликини ениқ шәрт қилған.
москва кона һөкүмәт хадимлирини өткүзүп бериш тәлипини рәт қилған,әмма сийасий алақини муқимлаштуруш үчүн әмәлийәтчил қәдәмләрни басқан. президент путин 12-فеврал шара билән тунҗи қетим биваситә телеفонда сөһбәтлишип, русийәниң сүрийәниң «бирлики, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки»ни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән. ундин башқа, русийә «әсәд дәвридә имзаланған келишимләрни қайта көздин кәчүрүш»кә тәййар икәнликини билдүргән. бу москваниң өз һәрбий мәвҗутлуқиниң кона қануний асасиниң күчтин қалғанлиқини вә йеңи һакимийәтниң тәлипини қандуруш үчүн қайта кеңишишниң зөрүрлүкини етирап қилғанлиқидин дерәк берәтти.
2025-йили 3-айға кәлгәндә, дөләт ичи муқимлиқи йеңи сүрийә һөкүмити ташқи күчләргә тайинишқа мәҗбурлиған һалқилиқ амилға айланди. аләвийләргә (кийн дурзийләргә) қаритилған мәзһәплик һоҗумидин кейин, йеңи һөкүмәт дөләт ичидики контроллуқни мустәһкәмләш вә хәлқаралиқ қанунийлиққа еришиш үчүн ғайәт зор бесимға дуч кәлди. исраилийәниң таҗавузи вә тәһдити, шәрқий шималдики курдларниң аптономийә мәсилиси қатарлиқ дөләт ичи вә район характерлик хирисларға тақабил турушта райундики чоң дөләтләр билән һәмкарлишишниң зөрүрликини һис қилди. бу нуқитидин қариғанда русийә билән әплишиш , униң билән қаршилишишқа қариғанда бәкрәк мәтнқилиқ икәнликини көрсәтмәктә иди.
сүрийә: истратегийәлик маслишиш вә дипломатийәни йеңидин қуруп чиқиш
сүрийә ички вә ташқи җәһәттин йәнила интайин назук дәвирни баштин кәчүрватқан болуп, һәммини қучақлайдиған бир һакимийәт систимиси бәрпа қилиш вә башқа дөләтләрниң болупму райунлуқ чоң дөләтләрниң қоллишини һичболмиғанда сүрийәни қалаймиқан қилшқа қол тиқмаслиқини қолға кәлтүрүш мәслиниң нигизи болуп һисаблинатти. әмма ташқи сийасәттә һәр қайси дөләтләрниң мәнпәтини ойлашқан вә дипломатийәсини буниңға маслашқан шәкилдә елип бериши лазим. бу басқучта, сүрийә көп тәрәплик тәңпуң дипломатийә истратегийәсини қолланди. йәни, һечқандақ бир чоң дөләткә тайинивалмай, көплигән чоң дөләтләр билән алақә қилиш арқилиқ дөләт мәнпәәтини әң зор дәриҗидә капаләткә егә қилиш.
дәмәшқ кона тәртиптин үзүл-кесил айрилғанлиқини билдүрүш үчүн москва вә рийадтики баш әлчилирини қайтуруп келип, мунасивәтни йеңибаштин башлиди. бу өзгириш сүрийәниң бурунқи дүшмәнлири билән бирла вақитта алақә қилишиға шараит йаратти. шуниң билән бир вақитта, шара ғәрб дөләтлири биләнму алақә қилди. 2025-йили майда сәуди әрәбистанниң орунлаштуруши билән рийадта америка президенти трамп билән көрүшти вә җумһурийәтчиләр партийәсиниң парламент әзалири билән сөһбәтләшти. бу униң ибраһим келишимигә қошулуш вә исраилийә билән мунасивәт орнитишқа очуқ позитсийәдә икәнликини көрсәтти. (әмма исраилийәниң кийн сүрийәни тохтимай бомбардиман қилиши вә ғәззәгә қарита елип барған һәрбий һәркәтлиридин кийн, бу қилмишларни тохтатмиған әһвалда исраилийә билән мунасивәтни нурмаллаштурмайдиғанлиқини ениқ билдүргән. әһмәд шара бу гәпләрни синтәбирдики б д т йиғини җәрйанида дегән. )
русийә билән болған икки тәрәплик мунасивәт һалқилиқ әһмийәткә игә болуп гәрчә русийә 2025-йили апрелда әсәдни өткүзүп бериш тәлипини рәт қилған болсиму, лекин сүрийә русийәниң бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болуштәк орни, сүрийәниң қорал-йарағ тәминати вә ашлиқ-енергийә келишимлиридики күчлүк ролини итрап қилди. сап дөләт мәнпәтигә тайанған һәмкарлиқ барғансири тәрәққий қилди. сүрийә ташқи ишлар министири әсәд әл-шибани 2025-йили ийулда москвада, русийәниң муавин баш министири александир новак башчилиқидики росийәниң йуқири дәриҗилик вәкилләр өмики 2025-йили 9-сентәбирдә дәмәшқта зийарәттә болди. зийарәттә енергийә, иқтисад вә мудапиә саһәлиридики истратегийәлик һәмкарлиқни күчәйтшкә қошулди. бу тәрәққийат, росийәниң сүрийәдики бурунқи нупузини әслигә кәлтүрүшигә түрткә болса, сүрийәниң русийәдин келиш еһтималлиқи болған йошурун тәһдидниң алдини елиш вә башқа чоң дөләтләрниң сүрийәдики күчини тәңпуңлаштурушқа йардими болатти.
әһмәд шара русийәниң сүрийәниң муқимлиқи, бирлики вә игилик һоқуқини қоллиғанлиқини алаһидә махтап, москваниң һалқилиқ ташқи күч икәнликини муәййәнләштүрди. 2025-йили 2-өктәбир, сүрийә баш штаб башлиқи генерал-майор әли әл-нәсан башчилиқидики йуқири дәриҗилик сүрийә дөләт мудапиә вәкилләр өмики москвани зийарәт қилған вә һәмкарлиқ механизмини музакирә қилған. икки тәрәп мунасивитиниң йуқири пәллиси президент әһмәд шараниң 2025-йили 15-өктәбир москвада өткүзүлгән русийә-әрәб башлиқлар йиғиниға сүрийә вәкилләр өмикигә баш болуп қатнишиши болди. бу йеңи һөкүмәтниң русийә билән тунҗи қетим әң чоң башлиқлар сәвийсидә учуршиши болуп сүрийәниң русийәниң гиополитикилиқ рәһбәрлик ролини итрап қилғанлиқи вә әһмийәт беридиғанлиқини көрситиду.
москва башлиқлар йиғини
русийә сүрийә һөкүмәт вәкиллирини қизғин күтивалған. сүрийә президентиниң машина әтритини күтүвелиш үчүн ленинский кочиси вә кремил қирғиқини өз ичигә алған москвадики бир қанчә чоң йол вә кочиларни тақиған. сүрийә вәкилләр өмикиниң тәркибидә президент мәһкимисиниң баш катипи маһир шараму (әһмәд шараниң иниси) болуп, мускува таймисниң хәвиридә , у русийә-сүрийә қош дөләт тәвәликидики рус карханичи татйана закирова билән той қилғанлиқи, бир нәччә йил русийәниң воронеж шәрһиридә оқуғанлиқи вә ишлигәнлики сәвәбидин, русийә билән күчлүк риштиси бар, дәп тәсвирләнгән.
кремил сарийидики учуршишта путин русийә-сүрийә мунасивитиниң 80 йил илгири, йәни 1944-йили орнитилған узун вә мәзмут тарихини тәкитлиди. у москваниң сүрийәгә қаратқан сийаситиниң һәмишә достанә болғанлиқини вә пәқәт сүрийә хәлқиниң мәнпәәтини асас қилғанлиқини, һәргизму русийәниң өзгиришчан сийасий вәзийити йаки алаһидә мәнпәәтлиригә бағланмиғанлиқини қәйт қилған. путин сүрийәдики йеқинқи парламент сайлимини «зор мувәппәқийәт» дәп етирап қилған. у, сүрийәниң һазир қийин күнләрни баштин кәчүрүватқан болсиму, бу сайламниң җәмийәтниң мустәһкәмлинишигә вә сүрийәдики барлиқ сийасий күчләр оттурисидики һәмкарлиқниң күчийишигә түрткә болидиғанлиқини билдүргән. путинниң бу байанлири муһим болуп, йеңи сүрийә һөкүмитигә хәлқара сәһнидә муһим сийасий қанунийлиқ ата қилду.
әһмәд шара икки дөләт оттурисда узун тарихий мунасивәт вә ортақ мәнпәәтләрниң мәвҗутлуқини етирап қилип, кона өтмүшни һисаблашмаслиқ нийитини ениқ ипадилигән. у путинға: «биз бу мунасивәтниң маһийитини йеңичә шәкилдә әслигә кәлтүрүш вә бекитиш үчүн тиришиватимиз» дегән шундақла русийәниң сүрийә земининиң бирлики вә игилик һоқуқи мәсилисидики мәйданини махтиған.
учуршишиниң пәрдә арқисидики күнтәртиптики әң һалқилиқ мәсилә русийәниң һәрбий әслиһәлири: һмеймим һава армийә базиси вә тартус деңиз армийә базисиниң кәлгүси болғанлиқи мәлум. бу базилар русийә үчүн, шәрқий оттура деңизға киридиған истратегийәлик дәрваза, аفриқидики һәрикәтләр үчүн тәминат вә тохташ мәркизи, һәмдә оттура шәрқтики бирдинбир даимлиқ һәрбий тайанч нуқтиси болуп, бу базиларни сақлап қелиш русийәниң дөләт мәнпәәти билән бивастә мунавсивәтлик. бу мәсилә һәққидә шара сүрийәниң «русийә билән имзаланған барлиқ келишимләргә һөрмәт қилидиғанлиқини» вә илгирики барлиқ келишимләргә әмәл қилидиғанлиқини илгири сүргән .бирақ, бу әмәл қилишта сүрийәниң бәзи тәләплири болуп булар игилик һоқуқ вә өзара мәнпәәт йәткүзүштин ибарәт. ашкариланған мәлуматларға қариғанда, икки тәрәп русийә күчлириниң сүрийәдики мәвҗутлуқини башқуридиған йеңи бир қануний рамка қурушни музакирә қилған.
исраилийәниң бу учуршуш һәққидики бир хәвиридә, сүрийә йәнә базилардин пайдилинип, ташқи тәһдитләргә қарши бихәтәрлик һәмкарлиқини күчәйтиш арзусини ипадилигән. сүрийә тәрәп русийәниң капаләтчи рол ойниши вә исраилийәниң таҗавузчилиқини тосуши үчүн, әскәрлирини сүрийәниң исраилийә билән болған чеграсиға орунлаштурушини тәклип қилған. бу русийәниң күчидин пайдилинип бихәтәрлик хәвпини азайтишни мәқсәт қилған бир һәрикәттин ибарәт. сүрийә әмәлдарлири йәнә русийәдин сүрийә армийәсини қайта қуруш вә қорал-йарақ йардими беришни тәләп қилған.
русийә сүрийәниң уруштин кейинки әслигә келишигә қатнишишқа қиззиқдиғанлиқини билдүргән вә иқтисад, инсанпәрвәрлик йардәмлири, неفит-газ саһәлирини ечиш, ул әслиһәләрни қуруш қатарлиқ саһәләрдә йардәм беридиғанлиқини илгири сүргән. гәрчә тәпсилатлар техи бекитилмигән болсиму, дәсләпки аламәтләр москваниң русийә ширкәтлириниң һалқилиқ қайта қуруш саһәлиридин пай елиши шәрти билән сүрийәниң қәрзлирини кәчүрүм қилишқа майил икәнликини көрсәткән.
бәшшар әсәд мәсилиси
сүрийә билән русийәниң йеңи һәмкарлиқи сепи өзидин риал сийасәткә асасланған болсиму, бәшшар әсәд мәсилиси москваниң риалист бурулушиниң чеки барлиқини көрситип бәргән амил болуп қалған. сүрийә алдинқи айда әсәд үстидин сирттин қолға елиш буйруқи чиқарған. әмма русийә бу мәсилидә қәтий мәйданда турған. кремил байанатчиси дмитри песков өткүзүп бериш һәққидә суал соралғанда, ашкара һалда: «бизниң бу йәрдә әсәд тоғрисида доклат қилидиған һечнемимиз йоқ » дәп җаваб бәргән. русийәниң ирақтики баш әлчиси елбрус кутрашев бир нәччә күндин кейин москваниң һәрқандақ өткүзүп бериш тәлипини рәт қилидиғанлиқини билдүргән. әсәдкә 2024-йили кәлгүси хәтәрдин қоғдиниши үчүн русийә тәрипидин «инсанпәрвәрлик панаһлиқи» берилгән болуп, бу орунлаштуруш униң сийасий йаки ахбарат паалийәтлири билән шуғуллинишини чәкләйдикән. шундақла униң башқа дөләткә өткүзүп берилишиниң алдини алидикән. әһмәд шара билән путин көрүшүватқан пәйттә, әсәдниң москвада шәһәр айлиниватқанлиқи вә өйидә тор ойунлири ойнап күн өткүзүватқанлиқи һәққидики хәвәрләрниң тарқалған.
хуласә
йиғип ейтқанда, йеңи сүрийә билән русийәниң бүгүнки басқучқа келиши мумкин болмайдиған тәрәқийат болмсиму әмма бунчә тиз тәрәққий қилишини һичким ойлимған иди. йәнә бир нуқтидин буни сүрийәниң нурмалдин тиз сүрәттә елип бериватқан дипломатик мувапиқийәтлириниң бир парчиси дәп қарашқа болиду. русийә билән болған мунасивәттә, бир мәзгил бир биргә җан дүшмән болған бу икки рәқипни бир-биригә һөрмәт қилидиған вә итрап қилидиған һаләткә елип кәлгән амил зөрүрийәттин туғулған бир-биригә тайинишчанлиқтур.
росийә өзиниң дөләт мәнпәәтиниң бир диктаторниң сийасий һайатида әмәс, бәлки һәрбий базилириниң җуғрапийәлик мәвҗутлиқида икәнликини билиду. шуңа идеологийәлик баһаниләрдин тезла ваз кечип, өзи «террорчи» дәп қариған гуруп билән алақә орнатти. униң йеңи сүрийә һөкүмитини итрап қилиши, шундақла уларға бихәтәрлик, малийә, инсанпәрвәрлик вә башқа бир қатар қайта қуруш йардәмлири бершкә (һичболмиса һазирчә қәғәз үстидә) қошулғанлиқи, русийәниң оттура шәрқ вә оттура деңиздики тәсир күчини сақлап қелиш үчүн үчүн төлигән бәдәллиридур. русийә түркчә мақал тәмсил билән ейтқанда «Zararın neresinden dönsen kar» дегән мәнтиқә билән һәркәт қилди.
йеңи сүрийәниң һазирқи әң муһим мәсилиси ички вә ташқи җәһәттики хәтәрлик өткүнчи басқучтин мувәппәқийәтлик өтивелиш вә ички моқумлиқини әмәлгә ашуруп, сүрийәни хәлқара системаниң һәммә итрап қилған нурмал әза дөлитигә айландуруштин ибарәт. йеңи һөкүмәт росийәниң сүрийәдики җиддий еһтийаҗидин пайдилинип, һакимийәтниң мәвҗутлиқи вә муқимлиқи үчүн зөрүр болған һәрбий, иқтисадий вә дипломатик қоллашларға еришишни нишан қилмақта. москва билән дәмәшқ оттурисидики йеңи мунасивәт, әсәдтин кейнки геополитикилиқ реаллиқ үстигә қурулған дөләт мәнпәти содисдин ибарәт. чүнки бурунқи «адавәт» үчүн бир-биригә рәқип болушниң һичбиригә пайдиси йоқ. әксичә, русийә мувапиқийәтлик һалда сүрийәдики бурунқи тәсир күчигә қайта еришәлисә, бу сүрийәниң бихәтәрлики үчүн пайдилиқ болуп, мәлум бир дөләткә һәддин зийадә тайинип қелишниң хәтиридин сақлайду. шундақла русийәниң шималдики күрд қораллиқ күчлирини қоллаш арқилиқ сүрийәни қалаймиқан қилишниң алдини алиду. йәнә бир тәрәптин башта тилға елинғандәк, исраилийәниң кәлгүси һәрбий иғвагәрчиликиниң алдини елиш үчүн русийә әң көңүлдикидәк дөләт. бу нуқтидин қариғанда, икки дөләт рәһбәрлириниң мускивада учуришиши зор әһмийәткә егә болуп, бу әсәд һакимийтиниң 1-нумурлуқ қоллиғучиси русийәниң әһмәд шара һакимйтини рәсмий итрап қилиши вә башқа саһәдики һәмкарлиқларға қарита етилған муһим қәдәм болуп һисаблинду.
шундақтиму бу учуршуш икки тәрәпниң бир-биригә қилған «вәдилири» ниң һәммисиниң һәқиқий икәнлики, шундақла тиз әмәлгә ашидиғанлиқидин дерәк бәрмәйду. йеңи сүрийә һөкүмити русийә мәсилисидә америка, түркийә, сәуди әрәбистан вә исраилийәниң райунлуқ истратигийлик мәнпәтлирини зийанға учратмиған әһвалда һәркәт қилиши керәк. шара һөкүмитиниң бир йилиниңйақи елип барған дипломатик мувапиқийәтлиригә қариғанда, әтраптики чоң дөләтләр билән мәслиһәт билән һәркәт қиливатиду, шундақла бу чоң дөләтләр шара һакимйтиниң сүрийәдики һөкүмранлиқини қобул қилғанлиқиниң иһтималлиқи наһайити күчлүк. әһмәд шараниң б д т да сүрийә вәкиллик қилип нотуқ сөзлиши вә бу йиғинда йаврупа дөләт рәһбәрлири билән көрүшиши, бу дипломатик мувапиқийәтләрниң йеңи һөкүмәтниң расйонал вә риалист болушни таллишиға қошулуп, башқа дөләтләр билән кеңишиш арқилиқ елип берилған колликтип дипломатик тиришчанлиқиниң мивиси икәнликиниң бишаритидур. йеңи сүрийә һөкүмитниң бир йилға йәтмигән вақит ичидә ички сийасәт вә ташқи дипломатийәдә қолға кәлтүргән нәтиҗилири уларниң оттура шәрқтики қораллиқ тәшкилат (мәйли, терорчи, мәйли җиһадчи вә әркинлик җәңчилири болсун) салаһийити билән һәркәт қилиш билән дөләт сүпитидә һәркәт қилиш оттурсдики пәрқни билгәнлики вә бүгүнки хәлқара систиминиң ишләш пиринсипини чүшинип йәткәнлики билән мунасивәтлик. бу мәнтқини чүшиниш билән чүшәнмәслик оттурсида асман-зимин пәрқ бар.
пайдиланған материйаллар:
- Syria’s De Facto Leader Wants To Maintain ‘Respectful’ Ties With Iran, Russia, Radio Free Europe Radio Liberty, December 30, 2024
- Syria’s new government demands Russia extradite Bashar al-Assad, i24news, January 29, 2025
- Russia, Seeking to Salvage Military Bases, Goes Hat in Hand to Syria, The New York Times, February 2, 2025
- Russia’s Putin holds phone call with Syria’s Sharaa, Reuters, February 12, 2025
- New Syrian leader Sharaa says killings of Alawites threaten unity, vows justice, Reuters, March 10, 2025
- Damascus recalls ambassadors from Moscow and Riyadh amid diplomatic shakeup, The Jerusalem Post, April 8, 2025
- Syria’s New President Has Russian Family Ties – Reports, The Moscow Times, April 8, 2025
- Syria’s Jihadist-Turned-President Seeks New Allies, The New York Times, April 23, 2025
- Power Struggles in Syria after the Assad Regime: Mapping the Competing Interests, Alma Research, May 7, 2025
- President Ahmad al-Shara receives the Russian Deputy Prime Prime Minister in Damascus to enhance strategic cooperation, Tesaa World, September 9, 2025
- The Russian-Arab Summit 2025 Syria Announces Its Participation Led by Ahmad al-Shara, Tesaa World, September 10, 2025
- Syrian defense delegation visits Moscow for high-level talks, Hürriyet Daily News, October 2, 2025
- President Ahmad al-Shara‹ visits Moscow tomorrow and participates in the Arab-Russian summit, Tesaa World, October 14, 2025
- Putin to meet with Syria’s interim president Ahmad al-Sharaa in Moscow, APA, October 15, 2025
- Several roads closed in Moscow due to Ahmed al-Shara’s visit-VIDEO, APA, October 15, 2025
- Syria’s Sharaa pledges to strengthen historic ties with Russia, Yeni Şafak, October 15, 2025
- Putin hails Syrian election as success in Moscow meeting with Sharaa, Yeni Şafak, October 15, 2025
- Putin praises Syrian election during Sharaa’s Moscow visit, Yeni Şafak, October 15, 2025
- Putin says Syria’s recent parliamentary vote will bolster ties between ‘all political forces’, Middle East Monitor, October 15, 2025
- Syria’s president Sharaa tells Putin he will respect all past deals with Moscow, ABC News, October 15, 2025
- Syria’s Sharaa, in first Russia visit, says he’ll respect all past deals with Moscow, The Times of Israel, October 15, 2025
- Syria seeks to strengthen, restore ties with Russia President Sharaa, Middle East Monitor, October 15, 2025
- Syria’s Al Shara and Russia’s Putin reset relations with Moscow meeting, The National News, October 15, 2025
- Official Sharjah will ask Russia to extradite Assad, Vijesti, October 15, 2025
- Shara is in Moscow! She met with Russian leader Putin, Haberler, October 15, 2025
- Putin Welcomes the New Syrian Leader While Still Harboring the Old One, The New York Times, October 15, 2025
- Syria And Russia Forge New Alliance In Moscow Talks, Evrim Ağacı, October 15, 2025
- Al-Shara‹ on an official visit to Russia to discuss bilateral relations and regional developments, Tesaa World, October 15, 2025
- Syria’s president promises ‘reset’ in first meeting with Vladimir Putin, Financial Times, October 15, 2025
- Şara, while meeting with Putin, look at what Assad did, Haberler, October 15, 2025
- From Assad to al-Sharaa — Putin’s ›desperate attempt‹ to retain foothold in the Middle East, The Kyiv Independent, October 16, 2025
- Exiled Syrian Leader Bashar al-Assad Spends His Days Gaming in Moscow, Barlaman Today, October 16, 2025
- Kremlin says ›nothing to report‹ on Assad after Putin-Sharaa talks, Yeni Şafak, October 16, 2025
- Al-Sharaa’s Moscow visit marks a new era of balanced diplomacy for Syria, Middle East Monitor, October 16, 2025
- Russia pledges to develop Syrian oil fields in expanded cooperation, Yeni Şafak, October 16, 2025
- Putin Receives Syria’s al-Sharaa in First Meeting Since Assad’s Ouster, The Diplomatic Insight, October 17, 2025
- Russia Al-Assad’s stay in Moscow is humanitarian, not political, Shafaq News, October 17, 2025
- Syria Pushes Putin to Send Troops Back to Israel Border as Bases Hang in Balance, United24Media, October 17, 2025
- Iliya Kusa Is Russia returning to Syria, Odessa Journal, October 17, 2025
