сүрийә һәққидики алдинқи йазмимизда 2024- йили декабирда бәшшар әсәд һакимийәттин ағдурулғандин башлап 2025- йили авғустқичә болған арлиқтики сийасий тәрәққийатларни тәһилил қилған идуқ. қиззиққучилар өтүкән сийасәт тәтқиқат мәркизиниң тор биетигә кирип « йеңи сүрийә һөкүмити: көп тәрәп мәнпәәтиниң ортақ нуқтисини тепиш йолидики мувәппәқийәт, кризис вә чариләр» намлиқ йазмиға көз йүгүртсә болиду. бу йазмида йеңи сүрийә һөкүмитиниң авғусттин башлап ички сийасәт вә хәлқара дипломатийәдә дуч кәлгән хирислар вә қолға кәлтүргән мувапиқийәтлири тәһилил қилинду. пүтүн йазма бир қәдәр узун болғанлиқи үчүн иккигә бөлүп йоллиниду. бу йазмида хитайниң йеңи сүрийә һөкүмити билән болған мунассивити вә сүрийәдики чәтәллик җәңчиләр мәсилиси тилға елинду. 2-йазмида сүрийәдики талаш-тартишлиқ парламент сайлими шундақла сүрийә һөкүмитиниң америка, исраилийә, росийә вә башқа дөләтләр билән болған мунасивәтлири вақит тәртипи бойичә анализ қилинду.
хитай , йеңи сүрийә һөкүмити вә уйғурлар
хитай әсәд һакимийитиниң қәтий қоллиғучиси иди вә бу қетимқи һакимийәт өзгириши хитайни ениқсиз бир вәзийәткә иттирип қойди. хитай һазир сүрийә һөкүмитигә қарита иқтисадий вә дипломатик мунасивәттин бәкрәк, бихәтәрлик әндишисини асас қилған, кәлгүси хәтәрни бир тәрәп қилиш вә шәртлик «қоллаш» истратегийәсини йолға қоймақта.хитай сүрийәниң йеңи рәһбәрлики билән рәсмий дипломатик алақә орнитиштин илгири үч айға йеқин күзәтти. әһмәд шара һакмийтиниң сүрийәдики һокүмранлиқи ениқ болушқа башлиғандин кийн,итрап қилмаслиқиниң орниға өзи узундин буйан биваситә бихәтәрлик тәһдити дәп қарап кәлгән күчләрдин шәкилләнгән һакимийәт билән алақә қилишқа мәҗбур болди вә арлиқ сақлиған һалда дипломатик мунасивәтни давамлаштуруп кәлмәктә.
йеңи өзгиришкә қарита хитай өз истратегийәсини қайтидин көздин кәчүрүп, сүрийә билән қайта алақә орнитишниң йоллирини издәватиду. бу өзгиришниң нигизи әһмәд шара һакмийти билән бир сәптә җәң қилған уйғурларниң дөләтниң йеңи аппаратлириға (йеңидин қурулған 84-дивизийәгә) қошулушиға болған күчлүк әндишисидур. анализчларниң қаришичә , хитай һөкүмити буни еғир, узун муддәтлик бихәтәрлик тәһдити дәп қарайдиған болуп, уйғур җәңчилириниң сүрийәни кәлгүсидики һәрикәтлири үчүн — мәйли хитай ичидә болсун йаки чәтәлдики хитай пуқралири вә мәнпәәтлиригә қарши болсун — бир һәрикәт базиси қиливелишидин әнсирәйду.
хитайниң сүрийә билән болған мунасивәтидики муһим нуқтилири чоң җәһәттин муқимлиқ, бихәтәрлик вә иқтисадий пурсәтләр болуп, чики уруш партлиғандин башлап муқумлуқ бирнҗи орунға өткән. хитайниң 14 йиллиқ ички уруш мәзгилидә әсәдни зор дәриҗидә қоллишиму, сүрийәни мәркәз қилған урушниң хитай тәрәпкә йамрап китишидин әнсрәшни мәркәз қилған ички бихәтәрлик қаришиға асасланған. иқтсади мунасивәтләрни тилға елишқа тоғра кәлсә, әмәлийәттә, икки дөләт оттурисидики иқтисадий мунасивәт аҗиз болуп, хитай 2010-йилидин буйан сүрийәгә һечқандақ чоң мәбләғ салмиған.
2024-йили декабирда әсәдниң туйуқсиз йиқилиши бейҗиңни гаңгиритип қойған. гәрчә хитай йеңи һөкүмәт билән дипломатик алақини сақлап қалған болсиму сүрийәдә бир қанчә оңушсизлиққа учуриған. бу вәқә хитайниң көп қутуплуқ дунйа тәртипини илгири сүрүштә тайинидиған икки муһим һәмраһи — росийә вә иранниң күчиниң аҗизлашқанлиқини ашкарилиған болуп, бу хитайниң бу иттипақларниң күчи вә чидамчанлиқиға болған әндишисини күчәйткән. йәнә бир тәрәптин йуқирида тилға алған уйғурларға мунасивәтлик болған бихәтәрлик әндишиси шәкилләнгән. уйғурлар сәвәблик сүрийә һөкүмити билән болған мунасивәт көңүлдикидәк илгирлимәслики вә нәтиҗидә хитайниң сүрийәдики иқтисади паалийти вә сийаси нопузи һичболмиғанда қисқа мәзгиллик ениқсиз һаләткә чүшүп қалған.
хитай бу амилларни көздә тутқан асаста сүрийә һөкүмити билән иһтийатчанлиқ билән «сода қилиш» мәнтиқисидә дипломатийә елип бериватқан болуп сүрийәни уйғурлардин хитайға келиш мумкинчилики болған хәтәрләрниң пүтүнләй алдини алидиған сийасий тәдбирләрни йолға қойушқа зорлимақта. хитай буниң үчүн башта әсәд дәвридә террорлуқ тәшкилати дәп атиған һәйәт-тәһрир-әлшамни, йәни һазирқи йеңи һөкүмәтни охшаш нам билән аташни тохтатқан. икки дөләт оттурсидики муһим бир дипломатик бурулуш нуқтиси сүпитидә, сүрийәниң йеңидин тәйинләнгән президенти әһмәд шара хитайниң дәмәшқтики баш әлчиси ши хоңвей билән көрүшкән. хитай сүрийәдики уйғурларни бир тәрәп қилишни өзиниң қизил сизиқи дәп қарайдиған болуп сүрийә һөкүмитидин бу тәһдидни бир тәрәп қилишни алаһидә тәләп қилғанлиқи билинмәктә.
һазирғичә болған дипломатик алақиләргә қариғанда,йеңи сүрийә һөкүмити хитайниң тәләплиригә бәк әмәл қилип кәтмигән. бу һәқтики анализларда көрситилишчә, уйғурлар әсәдниң ағдурулушида муһим рол ойниған вә йеңи һөкүмәтму уларни әсәдтин кейинки сүрийәниң бир қисми сүпитидә қобул қилди. әсәдни ағдурушқа актип қатнашқан бу чәтәллик җәңчиләрни, йәни уйғурларни бир тәрәп қилиш , шараниң һазирқи назук һакимийәт иттипақини парчилап қойуш хәвпини туғдуриду. буниңға қошулуп, американиң бу һәқтики мәйдани йеңи һөкүмәтни бир бесимдин халас қилған болса, хитайни техиму қийн әһвалға чүшүрүп қойған . трамп һөкүмити чәтәллик җәңчиләрниң йеңи сүрийә армийәсигә қошулушини қоллиған йаки һичболмиғанда сүкүттә қобул қилған. бу бәлким кәлгүсидә хитайниң сүрийәдики тәсирини тәңпуңлаштуруш истратегийәсиниң бир қисми болуши мумкин.
хиттай сүрийә мәсилисидә гәрчә бир қисим оңушсизлиқларға дуч кәлгән болсиму, әмма мунасивәтни тәңшәштә йәнә бир қисим үстүнлүккә егә. буларниң бири, хитайниң бу мәсилидә йалғуз һәрикәт қилмайдиғанлиқидур. хитай, парс қолтуқидики әрәб һәмкарлашқучилириға — болупму сәуди әрәбистан , әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар вә миср қатарлиқ дөләтләр билән бирликтә һәркәт қилиду. хитайниң бу дөләтләр билән интайин йеқин сийасий, иқтисади вә гиопулиткилиқ иттипақдашлиқи бар. шундақла сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә қатар қатарлиқ дөләтләрниң сүрийәниң йеңи қурулишида иқтисади вә бихәтәрлик җәһәттә интайин күчлүк роли бар. трамп билән шарани сәудийда учраштурған дөләтләр мана булардин ибарәт.
йәнә бир тәрәптин сүрийә кәлгүсидә әрәб дөләтлири иттипақиға кирсә (иһтималлиқи йуқири), бу итипақ билән хитай оттурисда 2004-йилидин бери давам қилип келиватқан истратигйәлик иттипақдашлиқ мәвҗут. бу һәқтә өтүкән сийасәт тәтқиқат мәркизимизниң тор битигә кирип « исраилийәниң пәләстин сийасити вә униң хитай-америка риқабити вә уйғур мәсилисигә болған тәсири» намлиқ йазмиға қараң. болупму сәуди әрәбистан хитай билән сүрийә оттурсидики мунасивәттә хитайниң тәләплири һәққидә чоң рол ойниши мумкин. хитай иттипақдашлиққа асасланған бу усул арқилиқ сүрийә билән чоң сүркилиш пәйда қилмастин мунасивәтни нурмаллаштуруши мумкин.
йәнә бир тәрәптин хитайниң сүрийә һәққидики позитсийәси һәм б д т да һәм райунда муһим әһмийәткә игә. хитай әмәлдарлири б д т да сүрийә хәлқиниң рәһбәр таллаш һоқуқиға һөрмәт қилишниң зөрүрлүкини еһтийатчанлиқ билән тәкитләш билән бир вақитта, әсәбий күчләрниң сүрийәдә күчийиши хәтәрлик дегән гәпни тәкрарлап кәлмәктә. хитай б д т әлчиси فу суң, хәвпсизлик кеңишини сүрийәдики бу гуруппилар һәққидә көп қетим ашкара агаһландуруған. шундақла йеңи сүрийә даирилиригә қаритип уларниң мәвҗутлуқиға йол қойушниң «йолвасни беқип, өзигә бала тепиш» билән баравәр икәнликини ейтқан. فу суң йәнә, хәвпсизлик кеңишини террорлуққа қарши туруш җазалирини давамлиқ иҗра қилишқа үндигән вә җазаларниң чоқум йолға қойулуши керәкликини тәкитлигән.
хитай б д т хәвпсизлик кеңишидә өзиниң даимий әзалиқ орнидин пайдилинип, сүрийәгә қойулған б д т җазалирини бикар қилиш мәсилисидә һалқилиқ рол ойнайду. сүрийәниң б д т дики орни һәққидики һәр қандақ өзгәртиш киргүзүш үчүн б д т хәвпсизлик кеңишиниң бирдәк мақуллиқи керәк. әмма хитай, итипақдиши росийә билән бирликтә, сүрийәдики тәсир күчини аҗизлаштуридиған һәр қандақ өзгәртишни мақуллиши қийн. шуңа бу җәһәттин сүрийә хитайниң қоллишиға муһтаҗ.
йәнә бир амил болса америка ташқи сийаситидики чоңқур ениқсизлиқ вә исраилийәниң сүрийәниму өз ичигә алған райундики дөләтләргә бихәтәрлик тәһдиди шәкилләндүрүшидур. хитай америка вә исраилийәдин кийн оттура шәрқтә әң чоң тәсир күчкә игә дөләт. навада амрика сүрийә мәсилисдин пишини қеқип чиқип кәтсә сүрийә вә райунниң бихәтәрлики үчүн хитайниң арлишишиға иһтийаҗ тоғушиниң иһтималлиқи зор. бу хитай үчүн сүрийәдә тәсир күч һасил қилидиған йахши пурсәт болуп қалиду вә сүрийә билән болған мунасвәттә әвзәл орунға игә қилиду.
әң ахирида хитайниң иқтисади күчи һазир йоқтәк қилған билән кәлгүсидә зорийши вә бу арқилиқ сүрийәдә тәсир күчкә егә болуши мумкин. йиғип ейтқанда, уйғурларни мәркәз қилған сүрийә-хитай мунасивити толиму мурәккәп мәсилә болуп бу чоң җәһәттин хитайниң б д т вә райунлуқ тәсир күчидин сирт, американиң оттура шәрқ сийаситигә, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ әрәб дөләтлириниң хитай билән сүрийә оттурсидики роли вә көз қариши қатарлиқ амилларға мунасивәтлик.
чәтәллик җәңчиләрниң вәтәндашлиқ мәсилиси
сүрийәдики йәнә бир мәсилә чәтәллик җәңчиләрниң мәвҗудлиқи мәсилидур. бу әмәлийәттә уйғурларғиму мунасивәтлик болуп, мидийаларға көп чиқмайдиған әмма һәммәйлән қандақ һәл қилиндиғанлиқини йеқиндин күзитип келиватқан мәсилидин ибарәт. бу йәрдики асаслиқ мәсилә буларниң идологийәсиниң йәрлик хәлқниң идологийәси билән маслишиш – маслашмаслиқи, вә уларниң башқа дөләтләргә қарита тәһдид шәкилләндүрүш – шәкилләндүрмәслик мәсилисидур. һазирғичә билингән хәвәрләргә қариғанда бу инсанлар йеңи сүрийәниң вәтәндиши болушқа мәйли бар.
ройтрисниң 15-авғусттики хәвәридә дейилишичә, сүрийә ички урушиға сирттин қатнашқан чәтәллик җәңчиләр вә башқа кишиләр (мухбир,ишчи вә башқилар дегәндәк), бәшшар әсәдни ағдуруп ташлашта төһписи болғанлиқи үчүн пуқралиққа еришиш һоқуқимиз бар, дәп қарайдикән.булар әйни вақитта охшимиған гуруппиларға қошулған болуп, бәзилири һазирқи һөкүмәткә, йәни һәйәт- тәһирир-әлшам йәни HTS ға қарши уруш қилған. йәнә бәзилири болса җәңгивар вә садиқ җәңчиләр сүпитидә нам чиқарған. уларниң нурғунлири той қилип, аилә қурған.
әһмәд шара һакимийәтни қолиға алғандин буйан, чәтәллик җәңчиләрниң тәқдири муһим бир мәсилигә айланған. чүнки бир тәрәптин уларниң әслидики дөләтлири уларни «әсәбий» дәп қарап қайтурувелишни халимған; йаки бәзилири өз вәтинигә қайтқан тәқдирдә узун муддәтлик түрмә җазасиға йаки һәтта өлүмгә дуч келиштин әнсиригән. йәнә бир тәрәптин, бир қисим сүрийәликләрму уларниң мәвҗутлуқидин әндишә қилмақта. улар, бу чәтәллик җәңчиләрни димкратик сүрийәдин бәкрәк пан-исламизм ғайисигә садиқ икәнликини вә уларни әсәбий идийәгә игә дәп қарайдиғанлиқини тилға алған, вә бу сәвәбтин әндишә қилдиғанлиқини билдүргән.
2012-йилдин буйан сүрийидә йашаватқан, әсли америкилиқ комедийә артисидин уруш мухбириға айланған билал абдукәрим йеқинда он нәччә дөләттин кәлгән миңлиған чәтәлликкә вакалитән сүрийә ички ишлар министирлиқиға чәтәлликләрниң сүрийидә олтурақлишиши, йәр-мүлүккә игә болуши вә сайаһәт қилалиши үчүн уларға пуқралиқ берилиши керәклики һәққидә рәсмий илтимаснамә сунған. илтимаснамидә чәтәлликләрниң йеңи һакимийәт билән « нанлирини вә қайғу-һәсрәтлирини ортақлашқанлиқлири, вә сүрийиниң әркин, адаләтлик кәлгүси үчүн бирликтә көрәш қилғанлиқи, әмма салаһийиниң йәнила ениқсиз һаләттә икәнлики» тилға елинип, сүрийә рәһбәрликидин даналиқ, алдини көрәрлик вә қериндашлиқ салаһийти билән уларға толуқ сүрийә пуқралиқи беришини тәләп қилған.
2012-йилдин буйан сүрийидә йашаватқан әнглийәлик йардәм хадими тәвқир шәриف (шәриف 2017-йили әлқаидә билән мунасивити бар бир гуруппиға четишлиқ дегән әйибләш билән әнглийә пуқралиқидин мәһрум қилинған, әмма у бу әйибләшләрни рәт қилиған) , май ейида ройтерсқа җәмийәткә төһпә қошқан чәтәлликләрниң пухралиққа еришишкә һәқлиқ икәнликини ейтқан.
2016- йилдин буйан сүрийәдики җиһадчи гуруппиларни тәтқиқ қиливатқан сүрийәлик тәһлилчи урва әҗҗуб болса, бу мәсилиниң «сүрийә җәмийитиниң кәң қатламлири билән диалог арқилиқ һәл қилиниши керәкликини, чүнки бу мәсилә һәққидә җәмийәттә йәнила охшимиған көз қарашларниң мәвҗут икәнликини» оттуриға қойди.
исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур җәңчи, өзиниң нишаниниң һазир йеңи сүрийидә турмуш қурушқа өзгәргәнликини ейтқан. у: «мениң 4 йашлиқ бир оғлум бар, пат йеқинда мәктәпкә кириши керәк, мән униң кәлгүсини җиһад мәйданлиридин йирақта ойлишим керәк» дәп ейтқан.
сүрийә ички ишлар министирлики байанатчиси, чәтәлликләргә пуқралиқ бериш мәсилисини президент мәһкимисиниң қарар қилидиғанлиқини билдүргән. президент мәһкимисиниң ахбарат әмәлдари ройтрисиниң бу һәқтики соалларға җаваб қайтурмиған.президент әһмәд шара һакимийәткә чиққандин кейинки һәптиләрдә чәтәллик җәңчиләр вә уларниң аилилиригә сүрийә пуқралиқи берилиши мумкинликини тилға алған, әмма һазирғичә бу һәқтә һечқандақ ашкара хәвәр берилмигән.
пайдиланған мәнбәләр:
- What the fall of the Assad regime really means for China, Atlantic Council, December 18, 2024
- China’s first post-Assad Syria meeting, Field Dispatches, Feb 22, 2025
- China Struggles to Adjust to a Post-Assad Syria, Stimson Center, June 12, 2025
- Assessing China’s Shifting Posture on Syria, Middle East Council on Global Affairs, August 14, 2025
- Foreign Islamists petition Syrian state for citizenship, Reuters, Aug 15, 2025
- Syria says US-led coalition killed senior IS leader in northwest, Agence France-Presse, Aug 20, 2025
- Denmark high court rules Dane in IS was spy, not jihadist, Agence France-Presse, Sep 2, 2025
- Why China is hesitant to support Syria’s new government as al-Sharaa faces a crucial month, Chatham House – International Affairs Think Tank, September 3, 2025
- UN special envoy for Syria Geir Pedersen steps down after six years, AL-
