техи йеңила айағлашқан йәни 2025-йили 9-айда өткүзүлгән 80-нөвәтлик б д т йиғинда әң көп тилға илинған мәсилләр пәләстин мәсилиси, окрийна-русийә уруши вә килматниң иссип китиши қатарлиқ мәсилләр болуп, буниңдин башқа кишләр таза диққәт қилип кәтмигән бәзи мәсилләр оттуриға қойулди. булардин бири хитайниң атайин хели көп вақит айрип аفғанистан талибан һөкүмити үчүн гәп қилиши болуп, бу йазмида хитай вә йеңи талибан һөкүмити мунасивити қисқичә тәһилил қилинду.
хитай билән аفғанистанниң мунасивити, болупму 2021-йили авғустта талибан һакимийәтни өткүзүвалғандин буйан, хитайниң районлуқ бихәтәрлик истратигийси, тәбий байлиқларға еришиш истики вә «бир бәлбағ, бир йол» қурлуши даирисидики өзара туташтуруш түрлири шундақла әң ахирида өзи базарға селип келиватқан хитайчә дунйа тәртиви қуруш қатарлиқ өзара гирәлишип кәткән мәнпәәтлири түрткисидә шәкилләнгән пирагматист (әмәлийәтчиллик) дипломатийә әндизиси билән давам қилмақта. икки тәрәпниң мунасивити кичик даирлик тиҗарәт, һәмкарлиқ шундақла хәвпсизлик әндишси билән харакитрләнгән төвән хәтәрлик дипломатик арлишиштин райунлуқ истратигийәлик маслишишчанлиққа қарап тәрәққий қилди вә 2025-йили 9-айда өткүзүлгән 80-нөвәтлик б д т йиғинда хитайниң аفғанстанни б д т ға әза қилшқа вәзхалиқ қилиш байанати билән йуқири пәллигә чиқти.
хитайниң аفғанистан шундақла талибан билән болған алақиси 2021-йилдики һакимийәт өзгиришидин бурунла башланған болуп, содини кеңәйтиш вә аفғанистанниң истратегийәлик җуғрапийәлик орнидин пайдилинишни мәркәз қилғаниди. 2020-йилға кәлгәндә, хиттай пакистандин қалсила аفғанистан мәһсулатлириниң иккинчи чоң експорт базири вә аفғанистанниң муһим импорт мәнбәсигә айланғаниди. бу мунасивәт конкрет иқтисадий каридорлар, болупму 2018-йили ечилған қариғай уруқи һава транспорт каридори арқилиқ күчийишкә башлиған. бу каридор аفғанистанлиқ йәрлик кишиләр үчүн көрүнәрлик кирим йаратқан болуп, йәнә бир тәрәптин хитайниң аفғанистанға болған қизиқишиниң ешиватқанлиқини көрситивататти.
хитайға нисбәтән сийаисй җәһәттин муқим аفғанистан зор мәнпәәт елип келиду, буниң ичидә хитай йиллардин бери дәп келиватқан җиһади күчләрниң шәрқий түркистанға сеңип кириши йаки һуҗум қилиш әндишсиниң йоқиши йаки зор дәриҗидә азийиши, содиниң ешиши, җуғрапийәлик җәһәттин қошна болуш вә мәбләғ селиш пурсәтлири бар болуп, булар хитайниң техиму кәң даирилик районлуқ вә йәршариви чоң истратигийлик нишанлири үчүн иҗаби рол ойнайду. истратегийәлик җәһәттин, аفғанистан хитайниң оттура шәрқтин неفит вә тәбиий газ импорт қилиши үчүн қошниси пакистан билән бирликтә қисқа бир йол билән тәминләйду. хитай көп тәрәплик рамкилар арқилиқ районлуқ өзара тутишишини изчил қоғлишип, хитай-аفғанистан бирләшмә иқтисад вә сода комитети (JCET) ға охшаш механизмларни қурди. бейҗиң йәнә 2016-йилидин башлап аفғанистанни «бир бәлбағ, бир йол» тәшәббусиға киргүзүшкә урунуп кәлгән болуп, 2019-йили 62 милйард долларлиқ хитай-пакистан иқтисадий каридори (CPEC) ни аفғанистанға узартиш пиланини оттуриға қойди.
бәзи тәтқиқатларда көрситилишичә, талибан һоқуқни техи қолиға алмиған вақитлардила хитай даирилири талибанни аفғанистанниң кәлгүсидики һөкүмрани болиду дәп тәхмин қилишқан, шуңлашқа бу һакимийәт билән арилишишни муқәррәр дәп қариған. шу сәвәбтин, хитай һәр хил әһвалларға қарита алдин тәдбир қоллиниш мәқситидә, талибан һакимийәтни қолға кәлтүрүштин бурунла бу гуруппа билән алақә орнитишқа асас салған. бу даиридә, 2021-йили 6-айда талибанни хәлқаралиқ сийасий еқимға киргүзүшкә чақирған, шу йили 7-айда алақини қойуқлаштурған һәмдә һакимийәт өзгиришидин тәхминән икки һәптә бурун бейҗиңда талибан вәкилләр өмикини күтүвалған. һакимийәтни қолға кәлтүргәндин кейин узун өтмәй, талибан хиттайни аفғанистанни қайта қуруштики «әң муһим һәмраһ» дәп җакарлиған.
2021-йили 8-айдики һакимийәт өзгиришидин кейин, хитай кабулдики әлчиханисини сақлап қалған аз сандики дөләтләрниң бири болди вә тезликтә 200 милйон йүәнлик инсанпәрвәрлик йардими беришкә вәдә бәрди. хитай йәнә талибан һөкүмитигә йеңи баш әлчи тәйинлигән тунҗи дөләт вә талибан тәйинлигән баш әлчини қобул қилған тунҗи дөләт болди. ши җинпиң башқа 41 дөләтниң баш әлчиси билән бирликтә талибанни қобул қилған болуп бу хитай тәрәптин талибан һакимийтини йуқири дәриҗидики әмәлий етирап қилишни көрситиду.
икки тәрәпниң бу хил әмәлийәтчил дипломатийси тизла чоң типтики мәбләғ селиш түрлиригә айланди. 2023-йили 1-айниң 5-күни, талибан һөкүмити бир хитай ширкити билән аму дәрйа ойманлиқида неفит қезиш вә сарипул өлкисидә неفит записи қуруш тоғрисида муһим бир келишим имзалиди. бу хитай әлчиси ваң йү тәрипидин «муһим бир түр» дәп аталған болуп, һакимийәт өзгиришидин буйанқи аفғанистандики тунҗи вә бирдинбир чәтәл мәблиғи һесаблинатти. 25 йиллиқ бу тохтам бойичә, хиттай тәрәп йилиға 150 милйон доллар, үч йилда 540 милйон долларға йәткүзүп мәбләғ селишқа вәдә бәрди. келишимдә неفитниң чоқум аفғанистан ичидә пишшиқлап ишлиниши вә хам неفит һалитидә чәтәлгә тошулмаслиқи шәрт қилинғаниди.
гәрчә башлиниши йахши болған болсиму, бу мунасивәт ички хирислар вә хитайниң «чоң до тикиш» тин изчил баш тартиши билән характерләнди. 2024-йили 3-айниң ахиридин 7-айниң ахириғичә өзара алақә көпәйгән болсиму, 2025-йилиниң алдинқи төт ейида бушап кәтти. хитайниң CPEC ни кеңәйтиш, хитай-қирғизистан-өзбекистан-аفғанистан каридори вә шимал-җәнуб аفғанистан төмүр йоли қатарлиқ чоң туташтуруш қурлушлири асасий ул әслиһәләрниң чәкликлики, инсанпәрвәрлик мәсилилири, талибан ичидики бөлүнүшләр вә қораллиқ террорлуқ гуруппилириниң давамлиқ тәһдити сәвәбидин кечиктүрүлди. болупму CPEC ниң йолға қойулуши талибанни рәсмий етирап қилмай туруп илгири сүрүш тәс болғачқа, аҗиз йаки турғун һаләттә қалди.
2025 -йилға кәлгәндә, талибан һөкүмити нәзәр даирсини бир аз кеңәйтти. хиттайни «әң муһим һәмраһ» дейиштин «әң муһим һәмраһларниң бири» дейишкә өзгәртип, техиму кәң даиридики һәмкарлашқучиларни актиплиқ билән қизиқтурушқа башлиди. талибанниң бу тәңпуң ташқи сийасити билән иран вә һиндистан қатарлиқ риқабәтчиләр биләнму мунасивәтни күчәйтишни өз ичигә алған болуп, хитайниң тәсир күчигә беқинип қелишиниң алдини алғили болатти.
хитайниң биваситә мәблиғиниң чәклимилири вә хәвп-хәтири 2025-йилиниң оттурилирида аму дәрйа неفит келишиминиң бәрбат болуши билән әң йуқири пәллигә чиқип, икки тәрәп оттурисидики сүркилишни гәвдиләндүрди. 2025-йили 6-айда, талибан тохтамни бикар қилғанлиқини елан қилип, хитайниң «шинҗаң оттура асийа неفит вә газ ширкити» ни вәдә қилинған мәбләғни йәткүзмәслик, иҗарә һәққини төлимәслик вә геологийәлик тәкшүрүшни тамамлимаслиқ арқилиқ келишимгә көп қетим хилаплиқ қилди дәп әйиблиди.
буниңға қарита, бирләшмә кархана болған «аفған-хиттай неفит вә газ чәклик ширкити» ниң бәзи хитай хизмәтчилири талибанниң һәрикитини бандитлиқ, қарақчилиқ қилиш вә бозәк қилишқа охшатти. хитай мәнбәлириниң хәвиригә қариғанда, талибан қорал күчи билән бирләшмә карханини мәҗбурий өткүзүвалған, он нәччә хитай хизмәтчиниң паспортини мусадирә қилип, уларни кабулдики ишханиларға солап қойуп, ширкәттин тохтамни өзлүкидин бикар қилишни, барлиқ үскүниләрни қалдурушни вә кабулдики милйонлиған доллар сақланған банка һесабатини тапшурушни тәләп қилған. бир хиттай мәнбәси үмидсизләнгән һалда, хитайларниң талибанни хәлқара қанун вә мәбләғ салғучиларниң мәнпәәтигә һөрмәт қилиш вәдисигә әмәл қилиду дәп хата ишәнгәнликини, аفған тәрәпниң тәпәккурида «өзара мәнпәәт йәткүзүш» дегән уқумниң йоқлуқини йәкүнлигәнликини билдүргән.
хиттайниң аفғанистанға бунчә көңүл бөлишиниң муһим сәвәблиридин бири бу дөләтниң шәрқий түркистан билән чегрилинидиғанлиқидур. хиттай мәнбәлири неفит келишимини өзлириниң шәрқий түркистан билән бағланған хәвпсизлик логикиси билән биваситә бағлап аفғанистанниң муқимлиқи хиттай вә шәрқий түркистан үчүн пайдилиқ дегән қарашқа кәлгән. мәсилән талибанға қойулған әң ениқ хәвпсизлик тәлипи шәрқий түркистан ислам һәрикити (ETIM) ниң тәһдитини һәл қилиш иди.
хиттай ташқи ишлар министири ваң йиниң 2025-йили 8-айдики кабул зийаритидә, аفғанистан ташқи ишлар министири мәвләви әмирхан муттәқигә хиттайниң сийасий ишәнч вә һәмкарлиқни чоңқурлаштурушни халайдиғанлиқини , әмма аفғанистанниң қораллиқ гуруппиларға зәрбә бериши керәкликини тәкитлиди. ваң аفғанистанниң ETIM гә зәрбә бериши керәкликини оттуриға қойуп, хәвпсизлик мунасивитиниң күчийишиниң икки тәрәплик иқтисадий һәмкарлиққа капаләтлик қилидиғанлиқини қошумчә қилди. ваң йиниң зийаритидин кейин, гөрүгә елинғанлар кризисида илгирләш болған болуп талибан тоққуз нәпәр тутуп қелинған хитай пуқрасиниң паспортини қайтуруп бәргән, сәккиз нәпири хитайға қайтқан, әмма талаш-тартиш һәл болғучә өткүзүп бериш ишлирини бир тәрәп қилиш үчүн кәм дегәндә үч хитай пухраси кабулда қалдурулған.

хитай-талибан мунасивтиниң әң йарқин ноқтиси 2025-йили 17- сентәбирдә нйу-йорктики бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң 80-нөвәтлик йиғинида , хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики нутқи вә 26- синтәбирдики хитай, иран, русийә вә пакистанниң төт тәрәп йиғининида гәвдиләнди. хиттай вәкили гиң шуаң б д т хәвпсизлик йиғинидики нотуқида төвәндики нуқтиларни оттуриға қойди:
1. аفғанситан билән алақә вә диалогни сақлаш: актип алақә вә үзлүксиз арилишишниң зөрүр икәнликини, мәсилән аفғанистанға қошна дөләтләр ташқи ишлар министирлири йиғини, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати , москва فормати вә хитай-аفғанистан-пакистан үч тәрәп ташқи ишлар министирлири диалоги қатарлиқ районлуқ механизмларниң иҗабий рол ойниғанлиқини тәкитлиди. бу нуқтида, америкиниң аفғанистан даирилири тәрипидин пуқралириниң тутуп қелинғанлиқини баһанә қилип, 1988-йилдики җаза түзүми бойичә аفғанистан йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң сәпәр чәклимисидин кәчүрүм қилиш илтимасини тосқанлиқи кәскин тәнқид қилинди. хитай американи б д т хәвпсизлик кеңишиниң җаза васитисини кәлсә-кәлмәс ишлитип америка дөләт мәнпәәтигә хизмәт қилдуруш, аفғанистанниң нормал алақисини еғир дәриҗидә бузуш вә хәвпсизлик кеңиши әзалириниң наразилиқини қозғаш билән әйиблиди. хиттай американи дәрһал бу қилмишини өзгәртишкә вә сәпәр чәклимисидин кәчүрүм қилиш орунлаштурмисини кечиктүрмәй әслигә кәлтүрүшкә чақирди.
2. йардәмни кеңәйтиш вә аفғанистанниң қийинчилиқтин қутулушиға йардәм бериш: гиң шуаң , 23 милйон аفғанниң инсанпәрвәрлик йардимигә, 9.5 милйон кишиниң болса еғир йемәклик йетишмәсликкә дуч келиватқанлиқини, йеқинқи йәр тәврәшләрниң буни техиму еғирлаштурувәткәнликини көрсәтти вә хитайниң йеқинда 50 милйон йүәнлик йәр тәврәш җиддий инсанпәрвәрлик буйумлирини ианә қилғанлиқини әскәртти. у әнәниви ианә бәргүчи дөләтләрни йардәм мәблиғини ашурушқа вә «мәлум бир дөләт» ни тарихий мәсулийитини үстигә елишқа, йардәмни әслигә кәлтүрүшкә, бир тәрәплимә җазаларни тохтитишқа вә инсанпәрвәрлик йардимини сийасийлаштурушни тохтитишқа чақирди.
3. иҗабий йетәкләшни күчәйтиш вә аفған хәлқиниң һоқуқ-мәнпәәтини қоғдашқа түрткә болуш: хитай айалларни өз ичигә алған барлиқ аفғанларниң асасий һоқуқини қоғдашниң тинчлиқ, муқимлиқ, тәрәққийат вә гүллиниш үчүн зөрүр икәнликини тәкитлиди. хиттай аفғанистан һөкүмитини мөтидил вә сиғдурушчан идарә қилишни йолға қойушқа алаһидә чақирди. йәнә аفғанистан һөкүмитиниң айалларниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида ишлишини чәклигәнлики мәсилисини тилға елип, һөкүмәтни б д т аفғанистан йардәм өмики (UNAMA) билән достанә кеңишишни күчәйтип, бу мәсилиләрни мувапиқ һәл қилишқа вә б д т ниң инсанпәрвәрлик йардәм хизмитиниң нормал йүрүшүшигә капаләтлик қилишқа үндиди.
4. тәрәққийат тосалғулирини түгитиш вә аفғанистанниң өзи таллиған сийасий тәрәққийат йолини қоллаш: хитай аفғанистанниң дөләтлик тәрәққийат истратегийәсини вә районлуқ һәмкарлиққа қошулушини қоллайдиғанлиқини билдүрди. әң муһими, хитай мунасивәтлик дөләтләрниң аفғанистан мәркизий банкисиниң чәт әлдики мүлкини шәртсиз қайтуруп бериши вә униң тәрәққийат йошурун күчини ечиш үчүн пул-муамилә системисини қайта қурушни қоллиши керәкликини қайта тәкитлиди.
5. террорлуққа қарши турушни күчәйтиш вә аفғанистан һәмдә районниң хәвпсизликини қоғдаш: хитай аفғанистанда террор тәһдитиниң гәвдилик икәнликини тилға елип , даш хорасан (ISIL Horusan) , шәрқий түркистан ислам һәрикити (ETIM) вә пакистан талибан һәрикити (The Tehrik-i-Taliban Pakistan-TTP) қатарлиқ гуруппиларниң йәнила актип һаләттә икәнликини вә башқа дөләттики террорчилар билән тил бириктүрүватқанлиқини көрсәтти. хитай аفғанистан һөкүмитини террорлуққа қарши туруш тиришчанлиқини күчәйтишкә вә аفғанистан земининиң башқа дөләтләрниң хәвпсизликигә бузғунчилиқ қилишқа ишлитилишиниң алдини елишқа чақирди. хитай йәнә террорлуққа қарши турушта қош өлчәм қоллинишқа қарши турушниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
хитай хәлқара җәмийәтни аفғанистан мәсилисидә обйектип, тәрәпсиз, әқлий вә әмәлийәтчил позитсийә тутушқа вә бу дөләтниң хәлқара җәмийәткә қошулушиға йардәм беришкә чақирди. хитайниң техи дунйадики дөләтләр тәрипидин итрап қилинмиған вә б д т ниң әзаси болалмиған аفғанистан үчүн 80- қетимлиқ б д т йиғинида сөз қилиши хитай вә аفғанистанниң буниңдин кийинки дипломатик мунасвәтлириниң техиму достанә вә бир-бирини қоллаш характрлик болидиғанлиқиниң сегиналини бәрди.
бу байанаттин бир һәптә кейин, 26-сентәбирдә хитай, иран, пакистан вә росийә ташқи ишлар министирлириниң аفғанистан мәсилиси бойичә төтинчи қетимлиқ төт тәрәп йиғини өткүзүлди. төт дөләт ахирқи байанатида аفғанистанни мустәқил , бирликкә кәлгән вә муқим дөләт сүпитидә қоллайдиғанлиқини қайта тәкитлиди һәмдә районлуқ һәмкарлиқни давамлаштуруп , аفғанистанниң сийасий , иқтисадий вә бихәтәрлик муқимлиқини күчәйтишкә йардәм беридиғанлиқини ипадилиди.төт дөләт аفғанистанниң нөвәттики вәзийитидә америка вә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң асаслиқ мәсулийәтни үстигә елиши керәкликини оттуриға қойди. улар бир тәрәплимә җазани бикар қилишқа , тоңлитилған аفғанистан мал-мүлүклирини қойуп беришкә чақирди һәмдә аفғанистан вә униң әтрапидики чәтәл һәрбий базилирини қайта қуруш тәшәббуслириға қарши түридиғанлиқини тәкитлиди.
аفғанистанда һәркәт қиливатқан даиш, әлқаида, «база» тәшкилати, шәрқий түркистан ислам һәрикити (ETIM) , пакистан талибан һәрикити (TTP) вә Jaish al-Adl вә башқа терорлуқ гуруппилириға болған чоңқур әндишисини ипадиләп , төт дөләт аفғанистан даирилирини дәлил-испат вә үнүмлүк һәрикәт қоллинип , терорлуқ торини бузуп ташлап, милитанларни қобул қилиш , мәбләғ билән тәминләш вә чәтәллик милитанларниң арлишишини тосушқа чақирди.
буниңдин сирит төт тәрәп министирлар аفғанистанда барлиқ миллий вә диний гуруппиларниң арзусини әкс әттүридиған кәң даирилик вә сиғдурушчан сийасий қурулма орнитишниң муһимлиқини тәкитлиди , шуниң билән бир вақитта , айаллар вә қизларниң оқуш һоқуқи , ишқа орунлишиш , сайаһәт вә аммиви турмушқа қатнишиш һоқуқиниң муһимлиқини тәкитлиди. шундақла аفғанистан һөкүмитиниң мусапирларниң бихәтәр вә иззәт-һөрмити билән қайтип келишигә шараит йаритип беришини тәләп қилди.
28-синтәбирдә аفғанистан ислам әмирликиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси мәвлави билал кәрими хитай ташқи ишлар министирлики асийа ишлири бөлүминиң баш дериктори лйу җинсоң билән көрүшти вә икки тәрәплик сода вә иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш, консул мулазимитини йахшилаш вә өз-ара мәнпәәт йәткүзидиған башқа бир қатар муһим мәсилиләрни музакирә қилған.лйу җинсоң хитайниң аفғанистанниң мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрүп , икки дөләт оттурисидики узун муддәтлик , достанә вә тинч мунасивәткә йуқири баһа бәрди .баш әлчи кәрими йиғин җәрйанида йәнә хитайниң йеқинда аفғанистанниң шәрқидики йәр тәврәшниң тәсиригә учриған аилиләргә қилған инсанпәрвәрлик йардимидин миннәтдарлиқини билдүрүп , икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди.
хитайниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң бәш даимий әзасиниң бири, америка вә ғәрбниң қиммәт қариши, һакимийәт систимиси вә дунйа тәртивигә җәң елан қилғучи дөләт сүпити билән аفғанистанниң қайта қурулушиға актип қатнишиши шундақла б д т дәк чоң хәлқаралиқ йиғинларда аفғанистан һәққидә гәп қилиши аفғанистанниң дунйа дөләтлири тәрипидин итирап қилиниши вә б д т да бир кишлик орунға игә болуши үчүн интайин муһим. хитай бу хил қоллаш арқилиқ аفғанистандин өзигә келиш иһтималлиқи болған бихәтәрлик тәһдидини аفғанистанниң өзиниң қоли билән контрол қилалайду. хитай гәрчә шәрқий түркистанда уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ мусулман хәлқләрниң диний кимлик вә паалийәтлирини әң йуқири дәриҗидә чәклигән, һәтта уларни қорқутуп «аллаһ», «намаз», «җәннәт» … қатарлиқ исламий териминларни ишләтмәйдиған нуқтиға әкиливәткән болсиму, әмма шәриәт системиси билән идарә қилиндиғанлиқини җакарлиған аفғанистан талибан һөкүмити билән достанә мунасивәт орниталайду,һәтта б д т да талибан һакимийти таллиған һакимийәт йолиниң һөрмәт қилиниши керәкликини илгири сүрәләйду. шундақ, уйғурларниң миң йиллардин бери таллап кәлгән диний итиқади,кимлики вә мәдәнийтигә һөрмәт қилмайду, әмма башқа дөләт вә милләтниң таллиған йолиға һөрмәт қилиниши керәклики һәққидә сәпәрвәрликкә чақиралайду.
бу хитайниң ички вә ташқи сийастидики бир зитлиқ йәни парадокстур. бу зитлиқ хитайниң ташқи сийаситиниң ул теши болған «тинчлиқта биллә турушниң бәш пиринсипи» ниң «башқа дөләтләрниң ички илшлириға арлашмаслиқ вә өз-ара һөрмәт қилиш» пиринсипидур. хитайниң бу пиринсиплири интайин қоллиншчан вә һәрхил изаһлашқа очуқ болуп хитай өзиниң мәнпәтини асас қилған һалда ишлтиду. башқа дөләтләр, болупму кишилик һоқуқ дәпсәндичилики еғир болған,чирик, радикал вә диктатур дөләтләр үчүн бу хил дипломатийә наһайити җәлпкар келиду. хитайниң сийасий, иқтисади вә һәрбий күчиниң америка билән риқабәтлишәләйдиған сәвийәгә келиши хитайниң бу хил ташқи сийасәт әндизисигә маслишишниң йәнә бир артуқ пайдилиқ тәрипини суниду. чүнки хитайға әгәшкән дөләтләр хитайдин йуқарқи саһәләрдә пайдиға еришәләйду. мана буниңдин шәкилләнгән мәнпәт бу дөләтләрни хитайниң уйғурларға қаратқан сийаситигә сүкүт қилдуриду һәтта хиттай тәләп қилса қоллашни таллайду.
хитайниң аفғанистан сийаситиму бу хил рамкида тәрәққий қилишиниң иһтималлиқи йуқири. чүнки һазир хитай аفғанистанни қайта қуруш вә дунйа систимисға әкириш үчүн ваз кәчкили болмайдиған дөләт. хитай буниңдин кийн аفғанситанни б д т ға әза қилғандин кийн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза қилиши вә бу арқилиқ қошна дөләтләрдин келидиған пүтүн хәтәрләрни әң төвән сәвийә чүшүруш билән бир вақитта америка вә ғәрбни қәдәмму қәдәм сеқип чиқирип (әгәр қилалиса) өзи базарға селип келиватқан хитайчә қиммәт қараш, һакимийәт модили, иқтисади систимиси вә дипломатийә услубини йәр шарилаштуруши мумкин.
пайдиланған мәнбәләр;
- CRSS (Center for Research & Security Studies), China-Afghanistan Relations: Opportunities and Challenges, 01 Jan, 2023
- South Asian Voices, China’s Shifting Landscape in Afghanistan, 27 May, 2025
- Al Jazeera, China FM in Afghanistan, offers to deepen cooperation with Taliban rulers, 20 Aug, 2025
- NPR, Contract breach or banditry? Inside the collapse of the Taliban’s oil deal with China, 29 Aug, 2025
- WANA (West Asia News Agency), China, Iran, Pakistan, and Russia Call for Stability and Inclusive Governance in Afghanistan, 26 Sep, 2025
- Hindustan Times, China’s Five-Point Message To The West On Afghanistan, Has This Advice For Taliban On Terror, 26 Sep, 2025
- DAWN.COM, Taliban govt welcomes Russia, China, Iran and Pakistan’s stance against foreign military bases in Afghanistan, 28 Sep, 2025
- The Kabul Times, Afghan, Chinese Official Discuss Bilateral Economic Cooperation, 03 Oct, 2025
