мәвлан тәңриқут 2025-08-05
бу язмида бәшар әсәд һакимийити ағдурулғандин тартип һазирғичә болған арлиқта сүрийә йеңи һөкүмити бесип өткән иҗаби вә сәлби җәрян қисқичә хуласилиниду. шундақла һазирқи умумий сияси вәзийәт вә сәвәблири һәққидә қисқичә анализ йүргүзүлгәндин кейин, йеңи һөкүмәтниң бу қатмал вәзийәттин чиқиши үчүн немләрни қилиши керәклики тәһилил қилиниду.
өткән бир айда бир мәзгил җимҗитлиқни баштин кәчүргән сүрийәдә бирдинла дузийләр, бәдәвийләр, даиш, исраилийә, күртләр, вә сүрийә йеңи һөкүмити қатарлиқ тәрәпләр дахил болған урушлар йүз беришкә башлиди. башта әң йеқинқи тәрққиятларға қарап бақайли. сүрийәниң җәнубидики сувәйда өлкисидә йүз бәргән дурзийләр билән бәдәвийләр оттурисидики урушта 1200 дин артуқ киши һаятидин айрилғанлиқи мәлум болуп, һәтта 4 – авғусит күни сүрийә һөкүмәт қисимлириму һуҗумға учрап кәм дегәндә төт әскәр қаза қилған. һәм бәдәвийләр һәм дурзийләр һәр икки тәрәп бир – биригә қарита колликтип шәкилдә мәһәллиләрдин қоғлап чиқириш, от қоюш, қара – қоюқ өлтүрүш қатарлиқ рәһимсиз вастиләрни қолланған. исраилийә бу тоқунушта дурзийләрниң адаләтсиз муамилигә учраватқанлиқини баһанә қилип сүрийәгә бир нәччә қетим һава һуҗуми елип барди. бу тоқунуш йеңи сүрийә һөкүмити қурулғандин буянқи әң чоң ички тоқунуш болуп, йеңи һөкүмәтни әң қийин әһвалға чүшүрүп қойған вәқә болуп қалди.
31 – июл күни сүрийәдики күрт қораллиқ күчлири, йәни сүрийә демократик күчлири (SDF) даишниң қораллиқ һуҗумиға учрап бәш кишсидин айрилған. буниңдин башқа һәләптә күртләр билән сүрийә армийәси оттурисидиму тоқунуш болған. һәр икки тәрәп бир – бирини башта өзиниң адәмлиригә һуҗум қилиш билән әйиплигән.
сүрийәниң вәзийитини көзитип келиватқан сүрийә демократийә тәшвиқатчилири сентәбирдә өткүзүлидиған сайламдин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән. бу, бәшар әсәд ағдурулғандин буянқи тунҗи қетимлиқ сайлам болуп, бу йеңи сайлам түзүмидә парламент әзалириниң үчтин бирини президент тәйинләйдиғанлиқи, қалған үчтин икки қисимниң йәрлик сайланған органлар тәрипидин сайлинидиғанлиқи бәлгиләнгән. тәнқидлигүчиләр президент әһмәд шараниң сайламни контрол қиливелишидин, бу җәрянниң очуқ – ашкарә вә қанунлуқ болмаслиқидин, вә бу сәвәбләр түпәйли һәммә тәрәп вәкиллик қилған сиясий түзүлминиң барлиққа кәлмәсликидин әнсрәйдиғанлиқини билдүргән.
бир тәрәптин бу көңүлсизликләр йүз бәрсә йәнә бир тәрәптин һөкүмәт үчүн пайдилиқ болған ишларму йүзбериватиду.
вашингтон институтиниң (The Washington Institute) 4 – авғусттики хәвиригә қариғанда, июлниң ахирида йеңи президенти әһмәд шарани сиясәтән күчлүк қоллайдиғанлиқиниң бешарити сүпитидә сәуди әрәбистандин 130 кишилик юқири дәриҗилик сода вәкилләр өмики зор мәбләғ селиш вәдиси билән шамға кәлгән. нәтиҗидә енергийә, телеграф, пул – муамилә, банка вә мәбләғ фонди қатарлиқлар саһәләрни өз ичигә алған 6 милярд доллар қиммитидики 47 келишим имзаланған. йәнә келип конкрет тәпсилатлири билдүрүлмигән болсиму, сәуди әрәбистан сүрийәниң қайта қурулушиға нәччә йүз милярд доллар мәбләғ салидиғанлиқини билдүргән.
техиму диққәт қилишқа әрзийдиғини, 31 – июлдики хәвәргә қариғанда сүрийә ташқи ишлар министири йеқинда тунҗи қетим москвада зиярәттә болған вә бу әсәдниң әң күчлүк итипақдиши болған росийә билән болған мунасивәтни оңшашқа актип қәдәм атқанлиқиниң сигинали дәп қаралмақта. зиярәт бәшар әсәд һөкүмити дәвридә русийә билән түзүлгән иқтисадий вә һәрбий келишимләрниң давам қилиши, шундақла росийәниң сүрийәдики һәрбий базилирини сақлап қелиш қатарлиқ темиларға мәркәзләшкән. росийә сүрийәниң илгирики келишимләргә қайта қарап чиқидиғанлиқи шундақла сүрийәни қайта қуруп чиқишқа ярдәм беришкә тәйяр икәнликини ипадилигән. йиғинда йәнә исраилийәниң сүрийәниң җәнубиға қилған һуҗумлири тилға елинип, һәр икки дөләт сүрийәниң бу әһвални сүрийәниң қайта қурулуши вә муқимлиқи үчүн тәһдит дәп әйиблигән.
буларни йеңи сүрийәниң сиясий әһвалиниң кичик хуласиси десәк анчә хата болмайду; йәни, ички җәһәттин толуқ бирликниң кәмлики, демократийә вә кишилик һоқуқ әндишиси, ташқи күчләрниң тәһдиди вә һөкүмәтниң диплотийә тиришчанлиқи. 2024 – йили 12 – айда бәшар әсәд һакимийитиниң тез сүрәттә вәйран болуши сүрийә вәзийитидә ғайәт зор бурулуш һасил қилди. илгирики һәйәт тәһрир әлшам (HTS) ниң башлиқи әбу муһәммәд әлҗолани, йеңи исми әһмәд әлшара (буниңдин кейин әһмәд шара дәп елиниду) башчилиқидики қораллиқ күчләр кишини һәйран қалдуридиған сүрәттә һәләб вә дәмәшиқни тезла контрол астиға алди. 55 йилға йеқин сүрийәни башқуруп келиватқан әсәд баас һөкүмити бир пәшваға яримай арқа – арқидин тәслим болди. бәшар әсәд болса русийәгә қачти. әһмәд шара башчилиқидики HTS сүрийә йеңи һөкүмитини елан қилиш арқилиқ 13 йиллиқ ички урушни ахирлаштурди. әмма ул муәссәссәләр зор дәриҗидә бузғунчилиққа учриған, дөләт ичидә вә районда техи һесаб китаби түгимигән бир сүрийәниң бешиға чиқти. бу йеңи һөкүмәт үчүн бир тәрәптин чоң бир ғәлибә, йәнә бир тәрәптин болса мүшкүл бир синақ вә вәзипәдин ибарәт.
бу хил мурәккәп ички вә ташқи вәзийәттә 2024 – йилиниң ахиридин һазирғичә болған мәзгилдә, йеңи һөкүмәт сүрийәниң ички җәһәттин идарә қилиш вә хәлқара мунасивәттә көрүнәрлик өзгириш вә мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрди. булар:
- йеңи һөкүмәт қуруш вә асасий қанун турғузуш. 2024 – йили 12 – айда, HTS вақитлиқ һөкүмәт қурулғанлиқини җакарлиди. 2025 – йили 3 – айда вақитлиқ асасий қанун елан қилинған болуп, йеңи асасий қанунда қиз – аялларниң хизмәт қилиш вә маарип тәрбийси елиш вә бериш һоқуқиға игә икәнлики бәлгиләнди.
- 2025 – йили 3 – айда ички кабент қурулған болуп, бир християн аял шундақла аләви, дурзи вә күртләрниң вәкиллири министирлар арисидин орун алди.
- 2025 – йили 5 – айда кишилик һоқуққа дәхли – тәәрруз қилиш қилмишиниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшни мәқсәд қилған өткүнчи әдлийә оргини вә мәмликәтлик йоқап кәткәнләр комитети елан қилинди. пәтива кеңиши йәнә бир қанун елан қилип, “әдлийә вә қанун рамкиси сиртида өч елиш” ни чәклиди.
- қораллиқ күчләрни бирликкә кәлтүрүш үчүн барлиқ қораллиқ тәшкилатларни қоралсизландуруш вә тарқитиш қарарини чиқирип пәқәт йеңи сүрийә һөкүмитиниң қораллиқ қисимлириниң қораллиқ күчиниң қанунлуқ икәнликини җакарлиди. әсәд һөкүмәт армийәсидә ишлигән кишиләрни кәчүрүм қилди яки кесим елан қилинди.
- күртләрниң йеңи һөкүмәтниң тәркибигә киришини толуқ ишқа ашуралмиған болсиму 2025 – йили 3 – айда принсип җәһәттә йеңи һөкүмәт билән бирлишишкә қошулди.
- сүрийәгә қаритилған иқтисадй имбарголар бикар қилинди. америка, явропа иттипақи, әнглийә 2025 – йили сүрийәгә қаритилған нурғун иқтисадий җазани тәдриҗий әмәлдин қалдурди. дуня банкиси вә хәлқара пул фонди тәшкилати қатарлиқ хәлқара пул муамилә аппаратлири 2025 – йилидин башлап сүрийә билән қайтидин музакириләшти. дуня банкиси сүрийә електир енергийә тармақлириға 146 милйон америка доллири ярдәм пули беридиғанлиқини җакарлиди.
- һөкүмәт тармақлириниң маашини өстүрүш, таможна һәққини төвәнлитиш, қошна дөләтләр билән алақә орнитиш һәмдә дөләт карханилирини хусусийлаштурушни йолға қойди.
- дипломатийәдә көрүнәрлик илгирләш барлиққа кәлди. түркийә сүрийә һөкүмитиниң муһим қоллиғучисиға айланди. әрдоған 2025 – йили 2 – айда әһмә шара билән көрүшти. әнглийә һөкүмити бу һөкүмәт билән рәсмий дипломатийә мунасивити орнатти һәмдә 2025 – йили 7 – айда дәмәшиқтә турушлуқ баш әлчиханисини қайта ачти, әнгилийә дипломатийә министири шара билән көрүшти һәмдә “сиғдурушчан өткүнчи һөкүмәт қуруш мәсиллирини музакирә қилди.
- америка HTS ни террор тәшкилати тизмликидин чиқирип ташлиди.
- йеңи һөкүмәт русийә биләнму сүрийәдики бир қисим һәрбий базилирини сақлап қелиш һәққидә сөһбәтлишиватқанлиқи мәлум.
бу мувәппәқийәтләр сүрийә һөкүмитиниң хәлқара сәһниләрдә афғанистан талибан һөкүмитидин тез етирап қилинишқа еришишигә түрткә болди. бу мувәппәқийәтләрниң бәзилири ғәрб дөләтлириниң әһмәд шара һөкүмитигә сунған ярдәминиң нәтиҗиси болса болса йәнә бир қисми йеңи һөкүмәтниң дипломатийәгә маһирлиқиниң бәлгиси дәп қарашқа болиду. әмма сүрийәдәк он йилдин артуқ нәччә дөләт, қораллиқ күчләр вә террор тәшкилатлириниң җәң мәйдани болған бир дөләт үчүн бу мувәппәқийәтләр дөләтни башқуруш үчүн йетәрлик болалмайду. шара һөкүмити йәнә дөләт ичи вә районда бир қатар хирис вә кризисларға дуч келиш билән бир вақитта районлуқ вә хәлқаралиқ чоң күчләр шундақла органлар билән мурәккәп дипломатийә елип бармақта. гәрчә әһмәд шара асасий җәһәттин сүрийәниң президенти дәп етрап қилинған болсиму, әмма “сүрийәниң вәзийити тинчландиму?” дегән суалға һәә дәп җаваб бәргили болмайду. күртләрниң техичә һөкүмәткә қетилмаслиқи, дурзийләр билән бәдәвийләр оттурисидики уруш шундақла исраилийәниң бомбардимани вәзийәтниң техи муқимлашмиғанлиқиға йетип ашқудәк реал пакиттур. техиму тәпсилийрақ қилип ейтқанда сүрийә һөкүмити дуч келиватқан мәсилиләр монуларни өз ичигә алиду.
йеңи сүрийә һөкүмитини үнүмлүк идарә қилиш мәсилиси
гәрчә йеңи һөкүмәтниң илгири идлибни мәркәз қилған бир қисим районларни идарә қилиш тәҗрибиси бар болсиму, лекин пүтүн дөләтни идарә қилиш мәсилисидә бәзи қийнчилиқларға дуч кәлмәктә. хәвәрләргә асаланғанда, һазирқи ички вә ташқи вәзийәтниң мурәккәплики вә һәл қилишниң қийинлиқини һәтта йеңи һөкүмәт әмәлдарлири етрап қилған. Citizens for a Secure and Safe America оргининиң баш истратегийәчиси муһәммәд әланиң дәмәшиқ зиярәтидин мәлум болушичә, кона һөкүмәттин қепқалған башқуруш системиси наһайити чирик, шундақла қәғәз – қәләм шәклигила таянған заманиви “рәқәмлишиш” толиму төвән қәғәз асасидики системиға зор дәриҗидә тайиниду. йеңи һөкүмәтниң һәр қайси министирлиқлардики әмәлдарлири бирдәк буһаләттин шикайәт қилған болуп, наһайити “чарчап кәткәнликлирини” ипадилигән.
сиғдурушчан дөләт системиси мәсилиси
һөкүмәтниң әң башта әһмийәт бәргән иши бихәтәрлик мәсилиси вә асасий дөләт мулазимәтлири болған. йеңи һөкүмәт 2012 – йилидики асасий қанунни бикар қилған шундақла дөләтни йәккә сиясий вә һәрбий күч әтрапида йеңидин шәкилләндүрүш үчүн әсәд дәвридики парламент вә барлиқ бихәтәрлик органлирини әмәлдин қалдурған. бу йәрдиму йәнә бир мәсилә болуп, йеңи һөкүмәт рәһбәрлик қатлими һоқуқни өз ичидики аз бир қисм кишиләрдин башқиларға беришни бәк халап кәтмәйдиғанлиқидур. әнгилийәдики Chatham House тәтқиқат мәркизиниң бу һәқтики тәтқиқатида көп сандики қарарлар әһмәд шара рәһбәрликидики кичик бир гуруппа тәрипидин контрол қилиндиғанлиқи, әмма бу хил “идлиб модили” ниң пүткүл дөләткә қарита ишлимәйдиғанлиқини оттуриға қойған. йәнә бир тәрәптин шара һөкүмити бәзи ислаһатларни башлиған. җүмлидин, сабиқ әсәд армийәсидә вәзипә өтигән кишиләрни кәчүрүм қилиш һәмдә охшимиған дин вә аз санлиқ милләтләрниң бирликтә мәвҗутлиқиға йол қоюш вә қоғдаш қатарлиқлар. йеңи һөкүмәт йәнә, гәрчә нопус тәкшүрүш вә мусапирлар нопусиниң көп болушидәк қийнчилиқлар түпәйли төт – бәш йил кечикип кетиш еһтималлиқи болсиму, бир қетимлиқ “хәлқ йиғини” вә әң ахирида сайлам өткүзүшни пиланланлиғанлиқини билдүргән.
иқтисадий мәсилә
һөкүмәт әсәдниң аталмиш сотсиялистик түзүмини бикар қилип, дөләт карханилирини хусусийлаштуруш, таможна һәққини төвәнлитиш һәмдә дөләт мәмурлириниң маашини өстүрүш қатарлиқ тәдбирләрни оттуриға қойған. бирақ, һәқиқәттә “%90 нопус инсанпәрвәрлик ярдимигә тайинидиған” еғир иқтисадий вәзийәттә буларни әмәлгә ашурушқа бир мәзгил кетидиғанлиқи мәлум болмақта.
кишилик һоқуқ әндишиси
йеңи һакмийәт қурулғандин кейин, доклат қилинған аләвий, дурзий вә християн амминиң зиянкәшликкә учраш вәқәлири садир болған. мәсилән, 2025 – йили 3 – айда ақдеңиз қирғиқидики аләвийләр көп санлиқни игәллигән ласкийә қатарлиқ шәһәләргә һуҗум қилиш вәқәсидә 1000 дин артуқ пуқра қаза қилғанлиқи қәйт қилинмақта. охшашла, 2025 – йили 7 – айда, совәйда вилайитидә дурзий – бәдәвий тоқунушида 1200 дин артуқ киши өлгән. гәрчә вақитлиқ һөкүмәт бу қилмишларни қаттиқ әйибләш билән биргә тәкшүрүш комитети тәшкиллигән болсиму, лекин кишилик һоқуқни көзитиш оргини (Human Rights Watch) шара һөкүмитиниң әдлийә комитетиниң наһайити тар даиридә ишләйдиғанлиқи, мәсилән асаслиқ әсәд һөкүмитиниң җинайәтлиригә мәркәзлишип башқа тәрәпләргә йетәрлик әһмийәт бәрмәйдиғанлиқини тәнқид қилған.
земин пүтүнлүк мәсилиси вә ичидики күчләр билән болған мунасивәт
гәрчә йеңи һөкүмәт қурулған вә хәлқарада бир пүтүн сүрийә һөкүмити һәққидә гәп болуватқан болсиму, әмма қандақ бирликкә кәлгән сүрийә дегән мәсилидә һазирғичә бирликкә келинмиди. сүрийәдә һазир бир қанчә қораллиқ гуруппилар мәвҗут болуп, йеңи һөкүмәт билән булар оттурисидики мунасивәт сүрийәниң муқимлиқи вә бирликкә кәлгән дөләт болуп туруш туралмаслиқи үчүн интайин муһим. бу қораллиқ күчләр:
- сүрийә миллий армийәси (SNA): түркийә қоллиған бу иттипақ һәләб һуҗумиға қатнашқан. гәрчә сүрийә миллий армийәси әһмәд шара рәһбәрликидики сүрийә дөләт қораллиқ күчлири билән бирлишишкә қошулған болсиму, лекин күрт қораллиқ күчләр билән болған тиркишишни давамлаштурмақта.
- күртләр, йәни сүрийә демократик күчлири (SDF): америка қоллап келиватқан бу қораллиқ гуруппа сүрийәниң шәрқий шималға мәркәзләшкән. булар дәсләптә йеңи сүрийә армийәсигә қошулушқа қарши турди вә мустәқил қоманданлиқ қурулмисини сақлап қелишта чиң турди. бирақ, 2025 – йили 3 – айда икки тәрәп келишим һасил қилип йеңи һөкүмәткә қатнишидиғанлиқини җакарлиған. әмма қандақ бирлишиш тоғрисида сөһбәт елип бериливатиду вә булар йеңи һөкүмәтниң асасий қанунини “мәркәзийәтчи” дәп тәнқид қилмақта . америка билән түркийә икки тәрәптин күртләрға йеңи һөкүмәт билән бирлишиш һәққидә бесим қилмақта. лекин, американиң түркийәдә турушлуқ баш әлчиси вә сүрийә мәхсус вәкили том баракниң (Tom Barrack) гипи билән ейтқанда уларни “бирләштүрдиғанлиқини, яраштурғучи болидиғанлиқини, ярдәм қилидиғанлиқини әмма келишәлмәй қалса бала баққучидәк оттурида қатрап йүрмәйдиғанлиқини” ипадилигән. а қ ш мәйли байдин вақтида болсун яки һазирқи трамп дәвридә болсун, күртләрни даишни йоқ қилишта һәмкарлашқан иттпақдиши дәп қарайду. шундақла бир тәрәптин сүрийә һөкүмити билән бирлишиңлар дәп бесим қилса, йәнә бир тәрәптин 2026 – йили үчүн бу күрт қораллиқ күчлиригә 130 милйон доллар ярдәм мәблиғи тәстиқлиған.
игилик һоқуқ мәсилиси
йеңи һөкүмәтниң һәрбий күчиниң қуруқлуқ қисимни асас қилиши, һава күчиниң болмаслиқи яки бар болғанлириниң әсәд һөкүмитини йиқитиш җәрянида сираилийә тәрипидин йоқ қилиниши бир тәрәптин әтрапидики дөләтләрниң һава һуҗумлириға амалсиз қелишини кәлтүрүп чиқириш билән (исраилийәниң сүрийә земинида һәрбий һәрикәт елип бериши вә җәнуб тәрәпни һәрбийсизләштүрүшни тәләп қилиши сүрийәниң игилик һоқуқиға биваситә җәң елан қилғанлиқ болиду) биргә, йәнә бир тәрәптин дөләтни пүтүнләй контрол қилиш иқтидарини чәкләп турмақта (күртләрниң мәвҗудлиқиға охшаш). бу йәнә бир тәрәптин башқа дөләтләрниң сүрийә ичидики мәвҗут қораллиқ күчләр билән алақә бағлаш арқилиқ сиңип киришигә йочуқ ечип бериду. шуңа бәзи тәрәпләрдин түркийә, америка, қатар вә сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләргә тайинишқа мәҗбур болиду.
бу мәсилиләрниң мәвҗутлуқ сәвәби вә һәл қилиш чариси сүрийә һөкүмитиниң өзигә бағлиқ болғандин сирит йәнә зор дәриҗидә а қ ш, явропа иттипақи, түркийә, исраилийә, сәуди әрәбистан, қатар, русийә вә иран қатарлиқ хәлқаралиқ вә районлуқ чоң күчләрниң сүрийәдики мәнпәти билән мунасивәтликтур. һәр қайси тәрәпләрниң сүрийәдики нишанлири һәққидә тохтилиш бәлким мәслиниң сәвәби вә һәл қилиш йолини чүшиниш һәққидә муһим йип учи билән тәминләйду.
кимниң немә ойлайдиғанлиқи мәслисигә кәлсәк :
сүрийә йеңи һөкүмити: шара һөкүмитиниң ядролуқ нишани йеңи һөкүмәтниң нопузини мустәһкәмләп, сүрийәни қайтидин қуруп чиқиш. бу җәрянда әсәд вә иранниң қалдуқ күчлирини тазилаш, барлиқ қораллиқ гуруһларни бирла дөләт армийәси астида тәшкилләш. бирликкә кәлгән, һоқуқ шамға мәркәзләшкән сүрийә бәрпа қилиш.
күртләр: күртләр рәһбәрликидики сүрийә демократик күчлири бирликкә кәлгән сүрийә дөлити ичидә, ирақтики күртләргә охшаш толуқ мустәқиллиқ әмәс, бәлки өзини өзи башқуруш һоқуқи берилгән аптономийәгә еришишни нишан қилиду. улар өзлирини даишни йоқ қилиш җәһәттә чоң хизмәт көрсәтти дәп қарайду вә америка вә исраилийәни итипақдиши дәп қарайду.
түркийә: әсәдниң йиқилишидики “асаслиқ ғәлибә қилғучи” дәп қарилип келиватқан түркийә узундин бери сүрийәлик өктичиләрни қоллап кәлди һәмдә йеңи һөкүмәт билән қуюқ мунасивәтни сақлап кәлмәктә. әнқәрәниң истратегийәлик нишани дөләтниң бихәтәрликидур. буниң үчүн түркийәниң сүрийәдики нишани түркийәдики сүрийәлик мусапирлар киризисини һәл қилиш (дөләтниң рәсмий хәвиригә асасланғанда түркийәдә 2 милйон 900 миң сүрийәлик мусапирни бар) вә күрт қораллиқ күчлирини түркийәгә хәвп йәткүзмәйдиған һаләткә елип келишни шундақла түркийәниң районлуқ тәсир күчини ашуруштин ибарәт. шуңа түркийә сүрийәниң парчилинишға йол қоймайду. түркийә сүрийә қораллиқ қисимини тәрбийәләшкә ярдәм қиливатиду һәмдә шамда турушлуқ баш әлчиханисини қайта ачти. әрдоған шара билән көрүшкәндә униң һөкүмитини пүтүн күчи билән қоллайдиғанлиқини билдүрди, шундақла сүрийәниң парчилинишиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.
америка: американиң нишани бир тәрәптин американиң сүрийәдики әскири күчини азайтиш, йәнә бир тәрәптин сүрийәниң даиш вә униңға охшайдиған террорлуқ тәшкилатлири тәсир даирә талишидиған, америка, исраилийә вә башқа иттипақдаш дөләтләрниң мәнпәтигә зиян йәткүздиған ички уруш қайнимға кирип қалмаслиққа капаләтлик қилиш. шуңа америка һазир һәммидин бәк “райиш” болуп һәммә тәрәпниң гипини аңлап келиватиду. америка илгири гәрчә HTS ни террорлуқ тәшкилати дәп бекиткән шундақла әһмәд шараниң каллиси үчүн 10 милйон америка доллири мукапат беридиғанлиқини җакарлиған болсиму, һазир буларниң һәммисни бикар қилди. һәтта һазир йеңи һөкүмәт билән билән биваситә алақә қурмақта. трамп һөкүмити сүрийә һәққидә бирликкә кәлгән “бир милләт, бир армийә, бир дөләт” лик әмма пүтүн етниң гуруппа вә динларни қучақлайдиған бирликкә кәлгән сүрийә визийонини оттуриға қойди. америка йәнә сүрийә билән исраилийәниң арқа-ишиктин йепиқ сөһбитини қоллимақта вә бу икки дөләтниң мунасивитиниң нурмаллишини яхши дәп қарайду.
исраилийә : исраилийәниң асаслиқ мәқсити районда исраил һегимонясини бәрпа қилиш, пүтүн дөләтләрдин күчлүк икәнликини вә сиясий вә иқтисади мунасивәтләрни буниңға қарита йүрүтүш керәкликини һес қилдуруш. шуңа исраилийәниң сүрийәгә қарита елип бериватқан сиясәтлири “парчиланған” вә “аҗиз” сүрийә истәйдиғанлиқини көрсәтмәктә вә бу җәһәттин американиң бирликкә кәлгән сүрийә пилани билән зитлиққа игә. 2024 – йили 12 – айдин буян, исраилийә сүрийәниң җәнубидики һәрбий мәвҗутлуқни күчәйтип, б д т гә тәвә урушсиз райониниңму бир қисмини игиливалди һәмдә дәмәшиқтики президент сарийи вә дөләт мудапиә министрликиниму өз ичигә алған һалда сүрийә һәрбий әслиһәлиригә кәң көләмдә һава һуҗуми елип бармақта. гәрчә бир қисим дурзий рәһбәрлири рәт қилған болсиму, исраилийә бу һәрикәтлирини дурзийләрни “қоғдаш” үчүн дәп көрсәтмәктә. исраилийәниң сабиқ дипломатийә әмәлдари алон пинкас (Alon Pinkas) ниң қаришичә: “нетанияхуниң көңлидә йеңи сүрийә дөлитигә бузғунчилиқ қилиш вә уни аҗизлитиш һәрқандақ шәкилдики нормаллишиштин көп муһим орунда туриду”. исраилийә йәнә шара һөкүмити вә түркийәгә толуқ ишәнмәйдиған болуп, бу сәвәбтин америкаға русийәниң сүрийәдики базисини сақлап қелишиға йол қоюши үчүн вәзханлиқ қилған. әмма сүрийә исраилийә билән “бираһим келишми”гә қетилса вә голан егизликиниң исраилийәниң тәсир даирсидики район болушиға қошулса сүрийә билән болған мунасивәтләрни яхшлиши мумкин.
иран: әсәд һакимийитиниң ағдурулуши чоң җәһәттин иран “қаршилиқ көрситиш оқ мәркизи” ниң “истратегийәлик мәғлубийити” дәп қаралди. чүнки, сүрийә иранниң ливандики һизбуллаһқа маддий әшя йәткүзүш вә алақә қилишида интайин муһим қуруқлуқ көврүки иди. буниңдин сирт иран әсәдни қоллашқа 30 милярд америка доллиридин артуқ мәбләғ салған. иран гәрчә оңушсизлиққа учриған болсиму, сүрийәдики тәсир даирисини ташлап бәрмәслики вә буниң үчүн сүрийәдики аз санлиқ милләтләр арисида тәсир күчини ашурушқа теришиши мумкин.
русийә: әсәдниң чүшүши 2015 – йилидин буян һәрбий җәһәттә униң һакимийитини қоллап келиватқан русийәгә нисбәтән “истиратигийәлик мәғлубийәт” болуп һесаблиниду. русийәниң һазирқи асаслиқ мәқсити тартус вә һмеймимдики деңиз армийә вә һава базисини сақлап қелиш. йеңи сүрийә дөләт мудапиә министири русийәниң базисини сақлап қелиш мәсилисидә “әгәр сүрийә мәнпәәткә еришәлсә” сөһбәтлишишкә тәйяр икәнликини билдүргән. путин әһмәд шара билән бу һәқтә сөзләшкән болуп, һәмкарлишишини халайдиғанлиқини билдүргән. русийә йәнә русийәдики сүрийә пуллирини дәмәшиққә йәткүзүп бериш арқилиқ малийә ярдими билән тәминлигән болди.
қатар вә сәуди әрәбистан: американиң қоллиши билән бу икки дөләт сүрийәниң қайта қуруш җәрянида чоң роли ойнимақта. қатар билән сәуди әрәбистани сүрийәниң дуня банкиси қәрзини төләш арқилиқ сүрийәниң йеңи мәбләғ салаһийитигә еришишиниң йолини ачти. қатар UCC қурулуш вә енергийә ширкити түркийә вә америка билән бирликтә сүрийәдә електир истансиси қурушқа 7 милярд америка доллирилиқ енергийә келишими имзалиди. сәуди әрәбистан болса шималий қошниси болмиш сүрийәниң муқимлиқи сәудийниң иқтисадий тәрәққияти билән бағлиншлиқ дәп қарайду. шуңа трамп сәудийға кәлгәндә икки тәрәп оттурисидики милярд долларлиқ содидин сирит әһмәд шараниму чақириш арқилиқ сүрийәниң кәлгүси һәққидә муһим сөһбәт қилди. бу сөһбәткә әрдоғанму телефун билән қатнашти. сүрийә рәһбәрлириниң америка президентлири билән көрүшүши наһайити кәм болуп, шараниң трамп билән көрүшүши униңға һәм дөләт ичидә һәм хәлқарада мәшруиййәт (қанунйилиқиниң етирап қилиниши) елип келиду.
явропа иттипақи: явропа иттипақиниң инкаси изчил еһтиятчан әмма прагматист. явропа 2025 – йили 2 – айдин башлап енергийә ул әслиһәлиригә мәбләғ селиш вә сүрийә хәлқиниң дөләт вә иқтисадини қайта қурушиға қолайлиқ яритиш үчүн сүрийәгә қаритилған көп сандики иқтисадий имбаргони тәдриҗий бикар қилиди. бу һәрикәт сүрийәликләргә интайин актип сигнал бәрди. бирақ һәрбий җаза йәнила давамлашмақта, гәрчә явропа дөләтлири министирлири сүрийә йеңи һөкүмәт даирилири билән көрүшүп йүрсиму, явропа иттипақи HTS ни терор тәшкилатини тизимликидин техи чиқармиди. явропа иттипақи сүрийә сияси вәзийитиниң “тәртиплик, тинч, кәң қорсақ” шәкилдә тәдриҗий изиға чүшүшини тәкитлимәктә.
йеңи сүрийә һөкүмити дуч кәлгән бу қйинчилиқларниң бәзилири һәрқандақ йеңи һөкүмәт дуч келидиған мәсилиләр болса, йәнә бәзилири болса йеңи һөкүмәтниң өзидә бар болған вә бу сәвәбтин һәл қилиши керәк болған мәсилиләрдур. мәсилән, әсәд һөкүмитидин қепқалған бйократлиқ, чириклик вә қалақлиқ йеңи һөкүмәтниң мәсилиси әмәс, шундақла әгәр бурунқи һакимийәт системини шундақ башқурушни таллиған болса йеңи һөкүмәтниң буни өзгәртиштин чарчап кетиши нормал. бу бир кона системидин йеңи системиға өтүш җәряни болуп вақит билән һәл болидиған мәсилә. әмма һоқуқни тәқсимләш, диний, етник вә мәзһәп айримчилиқни ташлап һәмминиң мәнпәтигә вәкиллик қилидиған, кәң қорсақ бир система қуруп чиқиш йеңи һөкүмәтниң мәслиси шундақла сүрийәниң бихәтәрлики билән бивастә мунасивәтлик мәсилидур. бу җәһәттин чәткә қеқилған яки чәткә қеқилғанлиқини һес қилған гуруппиларни дөләт қуруш җәряниға қатнаштуруш арқилиқ уларни бу һакимийәтниң икәнликини һес қилдуруш керәк. буниңдин сирт ортақ сүрийә кимлики вә қиммәт қаришини тикләп чиқиш лазим. көп санлиқларниң аз санлиқларни езишигә йол қоймаслиқи лазим.
җоланийдин әһмәд шараға вә HTS дин йеңи сүрийә һөкүмитигә айлиниш җәрянидики ислаһатини давамлаштуруши керәк. мәзһәпчи қораллиқ тәшкилат кимликидин сиғдурушчан һакимийәт кимлигә қарап ислаһ болуши вә ички вә ташқи сиясәттики тилини буниңға маслаштуруши керәк. ташқи сиясәттә хәлқараға яхши сигинал вә дөләтни башқуралайдиғанлиқиға аит ишәнч бериши лазим. талибанға берилмигән имтиязниң берилгинидәк яхши хәлқара муһит вә позитсийәдин яхши пайдилиниши лазим. ички җәһәттә күрт, дүрзий, аләви вә хирстиянлар билән болған мәсилидә еһтиятчан болуши, һәм ички җәһәттин икки тәрәп мунасивитини һәм ташқи җәһәттин уларниң арқисидики дөләтләр билән болған мунасивәтни тәңшәп меңиш лазим. бу бәлким мәсилиниң әң қийин нуқтиси болуши мумкин.
сүрийә билән америка, түркийә, исраилийә вә әрәбистанниң мәнпәәтиниң кисшиш нуқтисидин чиқип туруп бу дөләтләр билән мунасивәт елип баралиши керәк. яки бу дөләтләр билән яхши мурәссә қилалайдиған болуши лазим. мәсилән, исраилийә билән мунасивитини яхшилимиса сүрийә үчүн ташқи җәһәттин моқимлиқ болмайду, әмма мунасивәтни яхшлашта диққәт қилмиса ички қисимдики хәлқниң әйбилишигә учрайду. исраилийәниң иранға қарши сүрийә һава тәвәликини ишләткәнлики һәққидә сүрийә хәлқидин җиқ шикайәт кәлгән. күртләр мәсилисидә уларға аптономийә яки униңға йеқин сияси кимлик бәрсә түркийә рази болмайду, әгәр пүтүнләй мәркәзгә бойсунуңлар десә улар билән урушуш лазим болуши мумкин вә бу урушқа америка билән исраилийә арилишиши мумкин. буниңдәк йәнә нәччилигән зил мәсилиләр мәвҗут. бу пүтүнләй әһмәд шара һөкүмитниң қаблийитигә бағлиқ.
бу мәсилиләрниң һәммисигә “мундақ қилиш керәк” дәп йезип қоюш асан болған билән қилиш толиму қийин. юқиридики һәммә мәсилә шундақ. узун йил давамлашқан сүрийә вә оттура шәрқтики җәңги – җидәлләр җәрянида тәбиий шәкилдә мирас болуп қалған бу мәсилиләр әмдиликтә йеңи һөкүмәтниң зиммисигә йүкләнди. бу мәсилиләр җидди, әмма мурәккәп, чоң қабилийәт тәләп қилидиған мәсилиләрдур. әһмәд шарани қийнайдиған тәрипи дәл мана мушу, шуңа бундақ чоң мәсилиләрниң техичә һәл болмаслиқи сүрийә вәзийитни изиға чүшти дәп қарашқа техи балдур икәнликини көрситиду. йеңи һөкүмәт бу һәқтә түркийә, америка, сәуди әрәбистан, қатар вә явропа иттипақи қатарлиқ дөләт вә районлар билән актип мунасивәт қуруши вә улардин һәр җәһәттин мәслиһәт вә ярдәм елиши керәк. чүнки, көрүлүп турғандәк юқиридики мәсилләрни һәл қилиш ялғуз йеңи һөкүмәтниң қолидин кәлмәйду.
пайдиланған хәвәр мәнбәлири
https://www.middleeasteye.net/news/one-killed-after-armed-groups-attack-syrian-security-forces-sweida
https://www.middleeasteye.net/news/syrian-foreign-minister-russia-first-time
https://www.middleeasteye.net/news/syrian-democracy-accused-elections-after-announcement-third-parliament-be-appointed
https://www.middleeasteye.net/news/sweida-after-ceasefire-executions-mass-grave-voices-left-behind
https://www.aljazeera.com/news/2025/8/4/syrias-kurdish-led-sdf-government-forces-clash-in-aleppo-province
https://www.arabnews.com/node/2610669/middle-east
https://www.washingtoninstitute.org/policy-analysis/promises-billions-confirm-saudi-political-support-syria
https://www.middleeasteye.net/opinion/why-syria-needs-play-long-game-against-israel
https://www.middleeasteye.net/opinion/syria-after-assad-why-israels-vow-protect-druze-hollow
https://www.middleeasteye.net/news/syria-asks-turkey-defence-support-following-sweida-violence
https://www.middleeasteye.net/news/sweida-after-ceasefire-executions-mass-grave-voices-left-behind
https://www.middleeasteye.net/news/israel-strikes-damascus-different-vision-trump-syria
https://www.middleeasteye.net/news/turkey-and-qatar-outsized-role-trump-new-middle-east
https://www.middleeasteye.net/opinion/syria-after-assad-sharaas-delicate-balancing-act-israel
https://www.middleeasteye.net/big-story/after-winning-war-can-syrias-new-leaders-rebuild-country
https://www.middleeasteye.net/opinion/syria-eu-sanctions-relief-crucial-why
https://www.middleeasteye.net/opinion/syria-fall-assad-winners-turkey-west-for-now
https://www.middleeasteye.net/news/us-officials-discussed-merits-removing-bounty-hts-leader-abu-mohammad-jolani
https://www.middleeasteye.net/opinion/how-syria-crisis-could-reshape-middle-east
https://www.middleeasteye.net/news/has-ukraine-helped-syrian-rebel-offensive-aleppo
https://www.middleeasteye.net/news/us-envoy-tom-barrack-accused-plotting-turkeys-partition
https://www.middleeasteye.net/news/syrian-kurds-face-30-day-ultimatum-us-turkey
https://www.middleeasteye.net/news/turkey-doesnt-have-many-options-against-israel-syria
https://www.middleeasteye.net/news/syria-fear-israel-normalisation-could-plunge-country-back-war
https://www.middleeasteye.net/news/syria-government-criticism-israel-use-air-space-attack-iran
https://www.dw.com/en/what-are-israels-interests-and-objectives-in-syria/a-73313624
https://www.dw.com/en/what-does-the-future-hold-for-syrias-kurds-and-to-what-extent-do-turkey-israel-and-the-us-have-a-say/a-73412807
https://www.dw.com/en/amid-violence-in-syria-pressure-on-interim-government-grows/a-73386233
https://ecfr.eu/article/topple-tame-trade-how-turkey-is-rewriting-syrias-future/#:~:text=Turkey’s%20leaders%20now%20seek%20to,Islamist%20radicalism
https://commonslibrary.parliament.uk/research-briefings/cbp-10161
